Среда, 27 ноября, 2024
ТарихУйғурлар

Tumaris

Тумарис

Томирис өлүк Кирусниң бешини Александер Зикниң қан қачисиға қисти

تومىرىس ئۆلۈك كىرۇسنىڭ بېشىنى ئالېكساندېر زىكنىڭ قان قاچىسىغا قىستى

Уйғурларниң әпсаниви қәһримани, тарихта тилға елинған Тумарис, түркләрниң тунҗи аял һөкүмдари, батур вә әқиллиқ Тумарис миладидин бурунқи 500-йилларда яшиған.
Тумарис уйғурларниң әпсаниви қәһримани болуп, у Алип Әртуңа Alp Er Tunga (м. бурун 625-йили өлтүрүлгән) ниң чәврисидур. Тумарисниң әсли исми Төмүр болуп, юнан тарихчилири тәрипидин «Тумарис», «томрис» Tomris-Tomyris дәп йезилған. Түркчидә бу исимни Темир-Демир Temir-Demir дәп тәләппуз қилиду.
Тумарис масгитлар-массагет(саклар) Massagetниң бадишаһи болуп, тарихта тилға елинған түркләрниң тунҗи аял һөкүмдаридур.
Тумарисниң вәтәнпәрвәрлик вә қәһриманлиққа толған шанлиқ тарихиға мунасивәтлик тарихий вәқәләрни җанлиқ вә образлиқ йорутуп бәргән «Тумарис ривайити» уйғур әдәбият тарихида шундақла Оттура Асияда яшиғучи қәдимки қәбилә, милләтләр тарихида та бүгүнки күнгичә салмақ урун тутиду. Әпсуслинарлиқ йери шуки, бу ривайәтниң әсли нусхиси дәвримизгә йетип келәлмигән болуп, бизгичә йетип кәлгини қәдимки юнан тарихчиси Һеродот Herodot ниң һеродот тарихи Herodot Tarihi дегән әсиридә баян қилинған мәзмунлардин ибарәт.

Һеродотниң бу әсиридә Оттура Асиядики түрк милләтлири арисида кәң тарқалған «Тумарис» һәққидики ривайәт дәвримизгичә йетип келип уйғурлар вә уларниң әдәбиятида муһим урун тутуп кәлмәктә.
Тумарис һөкүмдарлиқ қиливатқан дәвирдә иран әһманийлар сулалиси ниң падишаһи Кәйхисров болуп, бу падиша кеңәймичилик уруши қозғап башта сака Saka түрклири үстидин ғәлибә қилиду, арқидинла ғәрбий түркләр земининиң җәнубий чегрисиға һуҗум қилип, у земинларниму бесивалиду.
Кәйхисров интайин залим, қанхор вә һийлигәр падишаһ иди. Шуниң билән биргә наһайити күчлүк бир падишаһ болуп, давамлиқ кеңәймичилик уруши қозғап қошна дөләтләргә таҗавуз қилиду. Кәйхисров сака вә ғәрби түркләр земинини бесивелип 6-7 йилдин кейин Тумарисқа қарши уруш башлайду. Тумарис интайин батур вә әқиллиқ падишаһ болуп, әйни заманда тинчлиқпәрвәр бир падишаһ иди. Шуниң үчүн биһудә қан төкүлишни халимай Кәйхирсовға қарши өз қошунлири билән мудапиәдә туриду. Кәйхисров Тумарисниң өзини уруш қилиштин қачуруватқанлиқини униң аҗизлиқи дәп ойлап шиддәт билән бесип келиду. Улар һәрқанчә қилипму Тумарис вә униң қошунини тапалмай айлинип йүрүйду. Тумарис болса уруш қилишқа мувапиқ бир җай вә тоғра бир пәйт күтиду. Айларчә палақлап йүрүп һеч бир нәтиҗигә еришәлмигән Кәйхисров қуруқ қол һалда иранға қайтип кетишкә мәҗбур болиду.

Кәйхисров буниңдин илгириму миладидин бурунқи 546-йили Туран земиниға таҗавуз қилип өкүз дәряси вадисиғичә бесип киргән иди. У вақитта Әфрасяп (алп әртуңа) вә оғли Әрҗасип Ercasp, Әфрасяпниң иниси гәрсиваз Keresevaz-Gersivaz қатарлиқ батур әҗдадлириниң роһини өзидә муҗәссәмләштүргән сәркәрдә Тәртивару (Тумарисниң ери) массагит, сак, вә башқа барлиқ Турани қәбилиләрниң чәвәндазлирини башлап Кәйхисровға қарши атлиниду. Уруш наһайити шиддәтлик вә қанлиқ болиду. Бу урушта ахири Кәйхисров мәғлуп болуп чекиниду. Тәритвару өз земинидин бир ғерич топрақниңму таҗавузчиларниң қолида қелишини халимай Кәйхисровни таки дөләт чегрисиғичә қоғлап бариду. Кәйхисров тамамән мәғлуп болуп Туран земинидин чекинип чиққан болсиму Тәритвару күтүлмигәндә Кәйхисровниң бөктүрмә әскәрлири тәрипидин етилған бир я оқи билән еғир ярилиниду. Туран ләшкәрлири һәм ғәлибә қилип һәм еғир яриланған баш қоманданини көтүрүп қайтип келиду. Әмма Тәритваруниң яриси барғанчә еғирлишип ахири өз қараргаһида җан өзиду…

Бу вақитта Тәртивару вә Тумарисниң оғли сипаргапирис бәш яшқа киргән болуп, бу уруштин кейинму Кәйхисров таҗавуз қилип келип, Тумарис билән икки қетим уруш қилип, һәр иккисидә дәккисини йәп қуруқ қол қайтқан иди.

Тумарис оғли Сипаргапирисқа кичик вақтидин башлапла әскирий билимдин башқа әҗдадлириниң падишаһ җәмшиттин башлап, униң оғли Әфридун, униң оғлиниң Тур икәнликини, тур узун йил падишаһлиқ қилғачқа дөлитини Туран дәп атиғанлиқини, Турниң оғли Йәсубәх (тарихи мәнбәләрдә һушәң дәп аталған), Йәсубәхниң оғли Алп Әртуңа, Әртуңаниң оғли Әрҗасип икәнликини, Әрҗасипниң өзиниң чоң дадиси икәнлики … қатарлиқ тарихларниму өгитип яхши тәрбийиләйду. …

Йилларчә таҗавузчилиқ уруши қозғап Туран земинигә еришәлмигән Кәйхисров ахири бир һийлә ойлап тапиду. У миладидин бурунқи 529-йили Тумарисқа тоққуз әлчи билән тоққуз һарвида соға-салам йоллап, өзиниң Тумарисқа өйлиниш тәлипини йәткүзиду. Әлчиләр, әгәр Тумарис Кәйхисровниң тәлипигә мақул болған тәқдирдә, икки дөләт оттурисидики уруш ахирлишип Тумарисниң Иран вә Туран дөләтлириниң ханиши болидиғанлиқини ейтиду.
Кәйхисровниң бу һийлиси шундақ бир һийлә идики, әгәр Тумарис Кәйхисров билән той қилған тәқдирдә, өз дөлити болған Туран земини бирақла Кәйхисровниң қолиға, йиғип ейтқанда Иран земиниға тәвә болуп кетәтти.

Кәйхисровниң бу һийлисигә қаттиқ ғәзәпләнгән Тумарис, униң өйлиниш тәлипини кәскин бир тил билән рәт қилиду вә әлчиләрни елип кәлгән соға-саламлири билән қошуп қайтуруветиду.
Тумарисниң алдида интайин осал әһвалға чүшүп қалған Кәйхисров қаттиқ ғәзәплиниду. Әйни вақитта Тумарисниң, Кәйхисровниң өйлиниш тәлипини рәт қилиши Кәйхисровниң Туран земинигә таҗавуз қилип киришигә чоң бир баһанә болуп бериду. Шундақ қилип Кәйхисров Туран земинигә таҗавуз қилип кириду. Кәйхисровниң бу қошунида мәхсус тәрбийилигән йүзләрчә итму бар иди. Бу қетим Тумарис бурунқидәк езиқтуруп уруш қилиш тактикисиниң пайдисиз болидиғанлиқини билип, күзитиш арқилиқ мувапиқ бир земин таллап әскәрлири билән җәңгә һазирлинип Кәйхисров қошуниниң йетип келишини сақлап туриду. Кәйхисровниң қошуни йетип келип, икки қошун арисида бирқанчә километир келидиған бир мусапиға келип қараргаһ қуриду. Бу күн петиватқан вақитқа тоғра кәлгәчкә бу күни уруш болмайду. Әмма Кәйхисров бир һийлә ойлап тепип, кәч кириши билән икки қошун оттурисидики йәргә бир чедир қуруп, бу чедирниң ичини гүзәл қизлар, һәр хил йемәк, ичмәк вә шараблар билән толдуриду. Кәйхисровниң һийлисидин хәвәрсиз болған Тумарисниң оғли Сипаргапирис йерим кечидә бир қисим ләшкәрлири билән чедирға туюқсиз һуҗум қилип, чедирни муһапизәт қиливатқан парис ләшкәрлирини өлтүрүп чедир вә ичидикиләрни ғәнимәт алиду. Тәҗрибисиз яш Сипаргапирис ғәлибисидин кейин бихутлушуп ләшкәрлири билән чедир ичидә йәп, ичишип көңүл ечишқа башлайду. Бир-икки аш пишим вақит өткәндин кейин парис ләшкәрлири туюқсиз чедирға һуҗум қилип, Сипаргапирис вә униң бирқанчә сәркәрдисини әсир елип бағлап елип кетиду.

Бу кечә һуҗумидин Тумарис вә дөләт әрканлири хәвәрсиз қалиду. Әтиси Тумарисниң оғли Сипаргапирис вә униң йигитлириниң из-дерәксиз ғайип болғанлиқ хәвири һәммә кишини чөчүтүвәтти.
Бөридәк чәбдәс хәвәрчи, айғақчи чапармәнләр тәрәп-тәрәптин издәп һәтта чегридин өтүп әһманилар сулалисиниң пайтәхтигичә бариду. Сипаргапирис тоғрулуқ ишәнчлик хәвәр ахири қиш ахирлишай дегәндә андин Тумарисқа йәткүзилиду.

Кәйхисров қиштин бери җидди тәйярлиқ қилип Туран земиниға йәнә таҗавуз қилип келиду. Улар аварлар, соғдилар вә саклар яшаватқан земинләрни қанға патуруп өкүз дәря вадилириғичә йетип келип Сипаргапирис шарап ичкән, әсиргә чүшкән җайға өз намиға атап бир шәһәр бена қилишқа тутуш қилиду.
Кәйхисровниң баргаһ қурмиғанлиқи дәрядин өтүп давамлиқ ичкириләп уруш қилип Туран земинини пүтүнләй истила қилишидин дерәк берәтти. Бина қиливатқан қорғини болса униң қалдурмақчи болған нам нишани иди.
Тумарис ойлинип Туран земинини қоғдап қелиш үчүн Кәйхисровға қарши пәқәт уруш қилиштин башқа йол йоқлиғини тонуп йетип, умумий йүзлүк урушқа тәйярлиқ сәпәрвәрлики қозғайду. Бу урушқа қатнишиш үчүн қиз, җуван чәвәндазларму әрәнчә ясинип сәпкә қетилиду.

Кәйхисров дәря левигә чүлүк (чинарниң бир хили) яғичидин егизлики 70 гәз келидиған бир мунар ясатқузуп, униң үстигә Тумарисниң оғли Сипаргапирисни өрә турғузуп, икки қолини ағамча билән бағлап, ағамчиниң учини пәстики икки ләшкәргә чиң тутқузуп қойиду.
Тумарис барлиқ ләшкәрлирини дәряниң бу қирғиқиға орунлаштуруп урушқа тәйярлиқ қилиду. Дәря сүйи лайқилип, қениға патмай, ташқинлап-өркәшләп ақатти. Тумарис мунар үстидики оғлини көриду. Су бәкму шавқунлуқ болғачқа бир-бириниң авази аңланмайтти.

Тумарис әлчиләр арқилиқ Кәйхисровға: «әй һийлигәр алдамчи, қанхор, залим падиша Кәйхисров!… қилған ишиң билән махтанмайла қой. Сән мениң оғлумни йүзму-йүз җәң қилип йәңгиниң йоқ, у сени йеңип ғәлибини тәбрикләп бәзмә қиливатқанда һийлә-микир ишлитип туюқсиз тутқун қилдиң. Әмди мениң мәслиһәтимгә кир, өз маканиңға зиян-зәхмәтсиз кетәй десәң оғлумни өзәмгә қайтуруп бәр! Чүнки мән қан төкүшни халимаймән! Әгәр унимисаң массагет, сакларниң тәңриси қуяш нами билән қәсәмки, мән сәндәк ачкөз юһани қан билән суғуримән!!!…» дәйду.

Кәйхисров әлчилири арқилиқ Тумарисқа: «мән массагитларниң хани гүзәл, Тумарисқа ашиқ биқарар. У мениң билән той қилип, ханишим болуп, Иран билән Туранға бирликтә һөкүмран болушқа қошулса оғлини азат қилимән. Әгәр Тумарис буниңға қошулмиса өкүз дәрясидин өтүп Туран земинини ишғал қилип хәлқини өзәмгә қул қилимән!» дәйду.

Тумарис қәтий қарарға келиду. У Кәйхисровдәк дүшминигә той қилип өз вәтинини хар зәбунлуққа қоюштин өлүмни әла биләтти. Тумарис ақсақал вә ләшкәрлири билән дәряниң қирғиқиға келиду. Оғли һелиһәм мунар үстидә туратти. Тумарисниң көзлири яшқа толиду. Тумарис ат үстидә туруп қиличини егиз көтүрүп һавада икки яққа үч қетим шилтийду. Бу дүшмән билән мурәссәләшмәйдиған бәлгә иди. Сипаргапирис пәқәт шу чағдила, шарап ичип дучар болған ақивәтниң өзини өлүмгә елип келидиғанлиқини ойлап қаттиқ пушайман қилиду. Йигитлик виҗдани, ар-номуси һәммидин ғалип келиду вә өзини көвәҗәп еқиватқан дәряға атиду. Массагетлар чуқан селишип дүшмән тәрәпкә ялиридин оқ үзүшиду. Қарши тәрәптинму оқлар учуп келиду. Сипаргапирис арғамчиниң учлирини чиң тутуп турған икки ләшкәрни су тәрәпкә тартиду. Кәйхисровниң пәрмани билән йәнә төттин сәккиз ләшкәр арғамчиға есилишиду. Кәйхисров Сипаргапирисниң суда өлүшини халимайтти, у, уни анисиға көрситип өз қоли билән өлтүрүшни ойлайтти. Әмма Сипаргапирис он әскәрниң һәммисини суға сөрәп кирип һалак қилиду вә өзиму суда ғайип болиду…
Бу һал пүткүл массагет җәңчилириниң қенини қайнитиду. Аридин 3 күн өтүп кетиду.

Кәйхисров қошуни һәрикәтлинип бирдә дәряниң үстүн тәрипидә, бирдә төвән тәрипидә көрүлүшкә башлайду. Тумарис һошярлиқ билән Кәйхисровниң һийлә ишлитиватқанлиқини сизивалиду вә әлчилири арқилиқ Кәйхисровға: «әй тәкәббур, һийлигәр падиша! биз билимизки, сән тинчлиқни халимайсән, шу сәвәптин үстимизгә ат селип кәлдиң. Һазир бизни пәқәт дәряла айрип туриду. Урушмақчи болсаң гаһ пәйда болуп, гаһ ғайип болуп бизни аварә қилма, һийлә микир ишләтмә, мәртләрчә мәйданға чиқ! Дәряға көврүк салимән дәп аварә болма. Бизгә ейтсаң биз саңа дәхли қилмай, дәрядин үч күнлүк йол йирақлиққа йөткилип кетимиз. Бималал дәрядин өтсәң андин бизму йүз уруши қилимиз. Әгәр сән биз билән үзүң турған қирғақта урушмақчи болсаң, униму ейт, буниңғиму биз рази болимиз, лекин һәргиз намәрдлик қилма!» дәйду.

Бу гәпни аңлиған Кәйхисров бираз чөчүп тәрәддут ичидә қалиду вә ақсақаллири билән бирәр һийлә микир ойлап тепиш үчүн баш қатурушқа башлайду. Тумарис хелә вақит күткәндин кейин дүшмәнниң нийитини билип қалиду-дә кечидә дәряниң төвән еқинидин өтүп дүшмәнниң ян тәрипидә туюқсиз пәйда болуп сәп түзиду. Бу Кәйхисровни йүзму-йүз җәң қилишқа мәҗбурлаш иди. Кәйхисровму Тумарисқа қарши сәп түзиду.
Тумарис оғли вә бовиси Алип Әртуңаниң қатили болған таҗавузчи һөкүмран Кәйхисровға чәксиз өчмәнлик вә ғәзәп-нәпрәт билән тикилип туратти.

Бу уруш бәкму қанлиқ вә дәһшәтлик бир уруш болиду. Алди билән һәр икки тәрәп бир-биригә қарши оқ етишқа башлайду. Бу оқ етишиш шунчилик дәһшәтлик болидуки, һәр икки тәрәптин өлгән вә яриланған ләшкәрләрниң һәдди һесаби йоқ иди. Мушундақ қанлиқ башланғучтин кейин икки тәрәп мәвҗ уруп аққан дәрялардәк бир-биригә етилишиду. Нәйзә вә қиличлар билән бир-биригә қарши бастуруп келип йүз-йүзигә қанлиқ уруш қилиду. Бу уруш бир кечә күндүз давамлишиду. Ақивәт иран ләшкәрлири қаттиқ мәғлуп болуп, сәркисидин айрилған қой падилиридәк чечилип, асасән қирилип түгишиду. Урушта Кәйхисровму һалак болиду. Җәң Тумарисниң ғәлибиси билән аяғлишиду.
Тумарисниң бу ғәлибиси наһайити чоң бир һадисә иди. Чүнки Тумарис у вақитта түркләрниң бир қисми болған массагет Peçenek ләрниң һөкүмдари болуп, ләшкирий сани вә күчи чәклик иди. Әһманийлар һөкүмдари Кәйхисров болса өз заманисидики күчлүк иранниң һөкүмдари болуп, униң ләшкирий күчи селиштурғусиз дәриҗидә наһайити көп вә күчлүк иди. Униң үстигә бу һөкүмдар бир әр болуп, униң қаршисидики бир аял иди. Әмма бу аял түркләрниң нәслидин иди. Тумарис өзини көзгә илмай, көңүл ачидиған бир аял қатарида көргән, миллитиниң һөрликигә, вәтининиң мустәқиллиқиға қәст қилған қанхор бир һөкүмдарға қарши батурларчә урушуп, шунчә күчлүк дүшмини үстидин тәлтөкүс ғәлибә қилиду.
Тумарис Кәйхисровниң вәзири Кезирниң бешини җам қәдәһ қилишқа қалдуриду вә бир тулумға лиқ қан толдурушни буйруйду, андин Кәйхисровниң бешини ашу тулумға селип:
Әй намәрд! Таҗавузчилиқиңға қарши мәртләрчә җәң қилип сени йеңип келиватқан мәндәк бир аялни мәккарлиқ билән оғлидин җуда қилип пәрзәнт дағида қойдуң! Сән өмрүң бойи қанға тоймудуң! Мән өз қәсимимгә әмәл қилип мана сени қан билән суғардим, әмди той! Башқиларниң әл юртиға зораванлиқ билән таҗавуз қилип бастуруп киргәнләрниң җазаси мана мушундақ болиду!!! дәйду, қәһри билән.
Тумарисниң бу нидаси пүтүн дуня милләтлириниң тили билән нәччә миң йиллардин буян ейтилип, хатирлинип келиду һәм бүгүнки дәвримизгичә йетип келиду.
Қәһриман аял Тумарис асманларни зиннәтлигән шанлиқ бир юлтуздур. Бу шанлиқ аял пүткүл уйғур аяллириға шундақла барлиқ түрк аяллириға бир өрнәктур.

транслит Амрақ 06.03.2020. Санкт Петербург