Четверг, 5 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

Tarixshunas yazghuchi Téyipjan Hadining terjimhali—USY

Тарихшунас язғучи Тейипҗан Һадиниң тәрҗимһали

«Рәсим һәққидә изаһат : оңдин солға: Тейиҗан Һади, Турсунҗан Әмәт Ибрәт, Зунун Қадири »

Бу материял Турсунҗан Әмәт Ибрәт нәширгә тәйярлиған мәрһум тарихшунас, язғучи Тейипҗан Һадиниң «Чоруқ һеким» дигән китабидин елинған.

1989-йил кириши билән әдәбият сепимиз икки Тейипҗандин айрилип қалди. Йил бешидила атақлиқ шаиримиз Тейипҗан Елийоф вапат болди. Шаиримиз үчүн бағлиған ақлиримиз техи белимиздин йешилмәй турупла йәнә бир Тейипҗан, талантлиқ язғучи вә тарихчимиз Тейипҗан Һади аләмдин өтти.
Тейиҗан Һади, Турсунҗан Әмәт Ибрәт, Зунун Қадириниң һәммиси дегүдәк «Или дәряси» жорнилида елан қилинған, у өзиниң дәсләпки әсирини көтүрүп тәһрир бөлүмимизгә кирип кәлгәндә, биз яш қурами хелила бир йәргә берип қалған бу натонуш аптурға қарап һәйран болғанидуқ. Үстигә тола ююлуверип өңүп кәткән туҗурка, бешиға манчистир доппа кийгән бу салапәтлик адәмниң гәп-сөзлири толиму салмақ иди. Язғанлири қолиға кечикип қәләм алған һәвәскарларниң йеңиячи әсәрлиригә охшимайтти. Вәқә таллаш, тил ишлитишлиридин униң әдәбиятни чүшинидиған, мәлум бәдиий дитқа игә киши икәнлики билинип туратти. Шуниңдин кейин, у арқа-арқидин үзүлдүрмәй әсәр елан қилип китабханларни техиму һәйран қалдурди. Биз Тейипҗан Һадиниң өмүр тарихини инчикиләп өгәнгинимиздин кейинла, униң қәләм тутқан дәвриниң хелила йирақтин башланғанлиғини билдуқ.
Тейипҗан Һади 1925-йили Ғулҗа шәһридә туғулған. 1934-йилдин 1939-йилиғичә Үрүмчидә оқуған, 1941-йилдин1944 -йили үч вилайәт инқилаби башланғичә болған арилиқта Ғулҗида оқутқучилиқ қилған. Турсун Зеридин өзиниң «Или дәряси» жорнилиниң 1990-йил 5-санида елан қилинған «Унтулмас адәм» намлиқ әслимисидә йезишичә, Тейипҗан Һадиниң «Йемирилгән тосалғу» намлиқ тунҗи һекайиси «Или Шинҗаң гезити»ниң 1941- йил 20- дикабир санида елан қилинған икән. Тейипҗан Һади өзиниң бир хатирисигә ,»Бир күнлүк ятлиқ» намлиқ һекайәм 1943- йили 9 — айда «Или дәряси гезити» дә елан қилинған, дәп хатирә қалдурған.
1944-йили Тейипҗан Һади үч вилайәт инқилавиға қатнишип, әйни чағдики үч вилайәт инқилабий һөкүмити тәшкилат бөлүмидә катип болуп ишлигән. Кейин, йәр-су назарити вә үч вилайәт банкисида мәсул катип болған. 1946-йилидин 1952–йилиғичә сода– санаәтчиләр бирләшмисидә катип болуп ишлигән. 1952-йилидики бир қетимлиқ сияси һәрикәттә зәрбигә учрап, «пантуркист» дегән нам билән бигунаһ қолға елинған, аридин бәш ай өтүп, сақчи тәрәп уни хата қолға алғанлиқини иқрар қилип түрмидин бошатқан.
Ашу уқушмаслиқ Тейипҗан Һадиниң шундин кейинки турмушиға нурғун оңушсизлиқларни елип кәлди, у көп увалчилиқларни тартишқа мәҗбур болди. Бундақ әһвалда йезиқчилиқ қилиш үстидә сөз ечиш әсла мумкин әмәс иди.
Тейипҗан Һадиниң қәлбидә хәлқниң әдәбият ишиға алаһидә бир муһәббәт бар иди. «Төт кишилик гуруһ» ағдурулуп, әдәбиятимизниң йеңи бир баһари йетип кәлгәндә, гәрчә униң йеши әлликтин һалқип атмишқа қарап кетиватқан болсиму, йәнә ғәйрәт билән қолиға қәләм елип, уйғур хәлқиниң мәшһур миллий қәһримани Садир палванниң һаятиға беғишланған «Палван кәлди» һекайисини йезип чиқти. Бһекайә «Или дәряси» жорнилиниң 1980-йил 2-санида елан қилинғандин кейин китабханилар арсида зор тәсир қозғиди. «Тарим» жорнили һекайини қайта бесип тонуштурди. Турған Шавдун һекайә вәқәликигә асасән бир радио дираммиси ишләп чиқти. Бу һекайә йәнә оттура мәктәпләрниң әдәбият оқушлуқиға киргүзүлди. Аптонум районимиз бойичә 30 йиллиқ мунәввәр әсәрләрни таллап мукапатлашта мукапатқа еришти. Мушу бир һекайиси биләнла Тейипҗан Һади кәң китабханларға тонуш аптурлардин болуп қалди. Шундин кейин, «Или дәряси» жорнилида йәнә арқа-арқидин униң, » Чоруқ һеким » (80-йил 4-сан), » Ақ өстиңим, ақ» ( 82-йил 3-сан), «Батур кәлди» (86-йил 1-сан), «Көзүмни ечип чиқтим» (87-йил1-сан), «Чин модән» (87-йил 2-сан), «Өчкә дөңидә лавулдиған мәшәлләр» (87-йил 5-сан) қатарлиқ һекайилири елан қилинди.
Тейипҗан Һади ялғуз бәдиий әдәбият үстидә әмәс, килассик әдәбият, хәлқ еғиз әдәбияти вә тарих билимлири җәһәттинму әтраплиқ чүшәнчигә игә қәләмкәш иди. Униң һәр тәрәплимә билимлири зерикмәй материял йиғиш, узақ йиллиқ издинишидин кәлгән иди. Шундақла у җамаәтчилики наһайити кәң адәм болуп, Тейипзат хәлпитим, Мәхсут һаҗим қатарлиқ Илида өткән хәлқ тарихчилири, Әхмәтҗан Қасими, Зунун Қадир, Зикри Әлпәтта қатарлиқ мәшһур шәхисләр билән қоюқ барди-кәлдидә болуп, улардин нурғун нәрсиләрни өгинип хатирә қалдурған иди.
1948-йилила Тейипҗан Һади «Иттипақ»жорнилида уйғур хәлқиниң турмуш өрп-адәтлиригә аит «Чүнчүн саливан» қатарлиқ хәлқ қошақлирини рәтләп елан қилған. 1979-йили у қолиға қайта қәләм алғандиму дәслипидә «Или дәряси» жорнилида «Йиңи тевип», «Төт паңниң һейт қилиши», «Әқилсиз падишаһ» қатарлиқ хәлқ чөчәклирини рәтләп елан қилди. Униң 1980- йил 1-сан «Или дәряси» жорнилида елан қилинған «Илиниң бир қанчә хәлқ нахшилири һәққидә» дегән мақалисини Или хәлқ нахшилири үстидә елип берилған мукәммәл бир илмий тәтқиқат дейишкә болиду. Бу мақалисида аптор «Алваң нахшиси», «Өстәң нахшиси», «Ваң Хулу алвиңи нахшиси», «Сепил нахшиси», «Садир нахшиси», «Көч-көч нахшиси» қатарлиқ хәлқ нахшилириниң әйни йиллардики иҗтимаий реаллиқ билән болған бағлинишни йешип бәрди. У йәнә «Садир палван вә униң йеңи тепилған қошақлири һәққидә» («Или дәряси» жорнили 85-йил 3-сан ) дегән мақалисини йезип, Мәсүм Басит тәрипидин рәтләп елан қилинған Садир палванниң йеңи тепилған қошақлириға изаһ бәрди. Буму или хәлқ қошақлири үстидә ишләнгән чоң илмий әмгәк иди.
«Чекидин ашқан солчиллиқ»қа хатимә берилгәндин кейин, Тейипҗан Һадиниң сақчидики архиплири қайта тәкшүрүлүп 1982-йили униң хизмити әслигә кәлтүрүлди. У Или областлиқ сиясий кеңәшниң тарих матирияллири тәтқиқат орниға хизмәткә орунлишип, бу орунниң риясәтчиликидә хәнзу, қазақ, уйғур тиллирида қәрәлсиз чиқип туридиған «Или тарихий матирияллири» дегән китабчиниң уйғурчисини ишләшкә мәсул болди. У йәнә «Или бәгликлири тоғрисида», «Хәлпәм мәһәллиси вә хәлпәмләр тоғрисида», «Ғулҗа аталғуси вә Ғулҗа шәһири тоғрисида», «Или тарихидин излар» қатарлиқ мақалиларни йезип, Илиниң чиң ханданлиқи дәвридики тарихни йорутуп бериштә аз болмиған хизмәтләрни ишлиди.
Тейипҗан Һади «Или дәряси» жорнилиниң дайимлиқ һекайә йезип турғучи апторлиридинла болуп қалмастин, йәнә у жорнилимизниң «Хәлқ еғиз әдәбияти», «Тарихтин сөз» сәһиплириниң мәслиһәтчиси иди. Мән қачанла издәп бармай униң наһайити алдираш ишләватқанлиқини көрәттим. Бағлиқ қоруниң дәрвазиси алдидин башланған үзүм бариңи топтоғра у олтурған өйниң ишики алдиға елип баратти. Тейипҗан ака деризлири бағқа қариған өйдә ишләтти. Йоған үстәлниң үстидә һәр даим чечилип ятқан аргиналлар, ечип қоюлған китаб, тамака қалдуқиға толған күлдан көзгә ташлинип туратти. У ишләватқан яки бирәр киши билән сөһбәтлишиватқан вақтида арқа — арқидин мохурка орап чекәтти. Униң қилмақчи болған ишлири, орундимақчи болған иҗадийәт пиланлири наһайитиму көп иди. «Укам, ــ дәйтти у, ــ Илидики 60 йүзлүкниң[1] тарихини ениқлап, йүзлүкләр тоғрисида омуми бир китаб язай дәймән… сизниң Ипархан тоғрисида қарашлириңиз қандақ?»
Садир палван қошақлиридики һәр бир вәқәликни бирдин һекайә қилип йезип, кейин үларни җәмлисәм Садир тоғрисида мукәммәл бир китаб болғудәк…
1980-йилдин башлап 10 йилға йәтмигән қисқиғинә вақит ичидә нурғун ишларни ишлиди. Шу һалал әмгәклириниң әҗри билән у аптонум районлуқ язғучилар җәмийәтниң әзаси. Или областлиқ әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмисиниң һәйити, аптонум районлуқ хәлқ еғиз әдәбияти тәтқиқат җәмийтиниң әзаси, Или областлиқ сиясий кеңишиниң һәйити, уйғурчә «Или тарихй материяллири» китавиниң муһәри қатарлиқ хизмәтләрдә болған иди. Тиришчан әдиб 1989-йили 3-айда, Ғулҗа наһийсидә өткүзүлмәкчи болған норуз мәрикисигә мақалә тәйярлавитип, иш үстидила миңисигә қан чүшүп йиқилди, дохтурханида 2-3 күн йетип, давалаш үнүм бәрмәй 24-март күни 64 йишида аләмдин өтти. Униң йәтмәкчи болған нурғун арзулири өзи билән биллә кәтти. У һечкимгиму вәсийәт қалдуралмиди, чала қалған ишлирини һечкимгиму тапшуруп беришкә үлгүрәлмиди…
Бу топламға аптурниң 1980-йилдин кейин язған йәттә һекайиси вә икки әслимиси киргүзүлди. Бундин башқа униң йезиватқан «Гүләмхан» повисти вә бәзи һекайилири бар иди. Һазирчә униң аргиналлири тепилмиди.
Аптурниң бу топламдики йәттә һекайисини асасән тарихта өчмәс изларни қалдуруп кәткән үч хәлқ қәһриманиниң һаят вәқәликлиригә беғишлиған. » Чоруқ һеким», » Ақ өстиңим, ақ» һекайилирида Илиниң етиз – ериқлириниң җан томури болған «Ақ өстәң»ни чепишқа күч чиқарған Чоруқ һекимниң иш-излири йезилған. «Батур кәлди» һекайисида үч вилайәт инқилавий дәвридә өзиниң қорқумсизлиқи вә батурлиқи билән гоминдаң әксийәтчилиригә вәһимә салған Ғени батурниң бир қетимлиқ җәңдики қәһриман картиниси йезип берилгән. Қалған «Палван кәлди», » Көзүмни ечип чиқтим», «Чин модән», «Өчкә дөңидә лавулдиған мәшәлләр» қатарлиқ һекайилар апторниң Садир палван һәққидә язмақчи болған китавиниң бир қисми болуп, бу һекайилар мәшһур хәлқ қәһримани Садир палванниң һаятиға беғишланған. Бизниң өтмүш тарихимизниң җанлиқ бәдиий картиниси болған бу һекайилар көңүл қоюп бир оқуп чиқишқа әрзийду. Мәрһум Тейипҗан Һади бу әсәрлиридә өзигә хас тил вә бәдиий вастилар ишлитип бизгә тарихий вәқәләрни һекайилаштурушниң үлгисини яритип берип кәтти.