Воскресенье, 22 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

Sopaxun Sowurof

Сопахун һәққидә Сталинға йолланған мәлумат

Йоллиғучи: Уйғур

йолланған вақти: 2012/04/13   тәвәлик: * тарихий шәхслиримиз,* сийасий тарихимиз
(4-3-2-1)

«Мән кәчкән кечикләр» дики Совет жасуслири

Нәбиҗан Турсун  (тарих пәнлири доктори)

Сопахун Совуроф 20-әсир уйғур тарихидики муһим шәхсләрниң бири. У, уйғур һазирқи заман һәрбий ишлар тарихида адди бир қозғилаңчидин мәхсус һәрбий мәктәп пүттүрүп, взвод, рота вә полк командирилиқ дәрижисигичә болған 20 йиллиқ һәрбий мусапини бесип өткән, шуниңдәк өз қошуниға қоманданлиқ қилип, биваситә қанлиқ җәңләрни бешидин кәчүргән һәрбий қоманданларниң биридур. Болупму униң һайатиниң әң шәвкәтлик қисми 1945- йили Гоминдаң һөкүмитидин йүз өрүп, бир рота уйғур әскәрни башлап, Или һөкүмити тәрәпкә өтүши һәмдә униң Ақсу җәң мәйданлиридики һәрбий паалийәтлири билән алаһидә мунасивәтликтур, бәлки униң һайатиниң бу сәһиписи болмиған болса, Сопахун Совуроф дегән мәзкур жараңлиқ исим тарих бетидин орун алалмиған вә хәлқниң мундақ йуқири сөйгүси һәм һөрмитигә еришәлмигән болар иди. Сопахун Совурофниң һайатиниң әнә шу җәңгивар вә шәрәплик қисими әйни вақиттики Или һөкүмити, жүмлидин Әлихан Төрә вә Әхмәтҗан Қасими қатарлиқ даһийларниң, Иван Палиноф вә Иссақбәк Муноноф қатарлиқ баш қоманданларниң йуқири һөрмити һәм тәқдирлишигә еришипла қалмастин, бәлки Или инқилабини баштин ахири қоллиған вә мәзкур миллий азадлиқ инқилабини кремилниң истратегийилик пилан вә мәнпәәтлириниң тәркиби қисимиға киргүзгән Совет иттипақи алий рәһбири Иосиф Сталин вә униң әтрапидикиләрниңму қулиқиғиму йәткән иди.

Әлвәттә, Сталинниң Сопахун дегән исимдин Ғулҗидики Совет генераллири арқилиқ хәвәр тепиши тәбиий. Мениң мундақ дейишимдики сәвәб шуки, Ғулҗидики Совет иттипақиниң һәрбий-сийасий мәслиһәтчилик оргини һесаблинидиған 2-домниң мәсули, генерал майор Владимир Степанович Егнаров Ақсу уруши ахирлашқандин кейин, Сопахун һәққидә Москваға бивастә мәлумат йоллиған болуп, бу мәлумат « Сталинниң алаһидә папкиси» дәп аталған Сталинға мунасивәтлик һөҗҗәтләрниң архипида сақланған. Әмма, Сопахун Совуроф әйни вақитта өзи һәққидә Сталинға йолланған мәзкур мәлуматтин бихәвәр болуп, 2-домниң мутләқ мәхпий тутулидиған мәзкур һәрикәтлири вә мәхпий телеграмма- һөҗҗәтлиридин Сопахун әмәс, һәтта җумһурийәт рәиси Әлихан Төрә вә Әхмәтҗан Қасимиләрниңму хәвәр тепиши мумкин әмәс иди.

Йеқинда мән Сопахун Совурофниң Бейжиңда нәшир қилинған 496 бәтлик «Мән кәчкән кечикләр » намлиқ әслимисини Америка пайтәхти Вашингтонда оқуп чиқтим. Мән алди билән зор қизиқиш ичидә әсәрниң кейинки бәтлири, йәни Сопахун Совурофниң исйан көтүрүп, Ғулҗиға келишидин тартип, Ақсу җәң мәйданлиридики вә униңдин кейинки паалийәтлиригә аит тәпсилатларға көз йүгүрттим.  Әпсуски, әслиминиң мутләқ көп қисими униң исйан көтүрүп, Миллий Армийә тәрәпкә өтүшкичә болған җәрйанларға беғишланған. Бирақ, униң 1945-йили, 6-айдин 1949-йили 12-айғичә болған арилиқтики һәрбий һайати, болупму кишиләр әң қизиққан Ақсу җәң мәйданлиридики паалийәтлиригә аит тәпсилатлар йетәрлик тәпсилий йезилмиған . Бу әмәлийәттә оқурмәнләрниң еһтийаҗи әң көп қисими болуп, көплигән тәпсилатлар йорутулмай өтүп кетилгән, буниңдики сәвәб һазирчә ениқ әмәс, әлвәттә, қаттиқ сензура астидики бу әсәрниң худди Сопахунниң һайатиға охшашла узун вә мурәккәп мусапиларни бөсүп өтүп ахири йоруқлуққа чиққанлиқи оқурмәнләргә айан һәм хушаллинарлиқ вәқә!.

Мән бу әсәрни оқуп көплигән тәсиратларға игә болдум, болупму әсәрдә тилға елинған Совет иттипақиниң әйни вақиттики миллий инқилапқа көрсәткән тәсирлиригә аит учурларниң тарих тәтқиқати үчун пайдилиниш қиммити барлиқини һес қилдим. Нәтижидә мән қолумға қәләм елип Сопахун Совурофниң әсиридики қисмән нуқтиларни изаһлаш вә оқурмәнләрниң әсәрдә тилға елинған Совет иттипақиниң бәзи хадимлири һәққидики чүшәнчилирини чоңқурлитиш қарариға кәлдим.

1. Пешқәдәм қоманданниң өз ағзидин аңлиған әслимиләр

Мән әслимини оқуветип, Сопахун ака билән 1996-йилиниң әтийаз ейида униң өйидә олтуруп қилған сөһбәтлиримни әслидим. Узундин буйан намини көп аңлиған, дидарини бир көрүшни арзу қилған мәзкур зат мени өз өйидә иллиқ чирай билән қарши алди. Сопахун акиниң дадам билән йеқин тонушлуқ вә көп сөһбәтдашлиқ мунасивити бар иди. Дадам өзи бир тарихий вәқәләргә қизиққучи һәм издәнгүчи болуш сүпити билән мундақ тарихи шәхсләрниң көпини издәп тепип улар билән өткән вәқәләр һәққидә параңлишатти һәм йеқинқи заман уйғур тарихий вәқәлири һәққидә бир қисим мақалиларниму йезип елан қилған иди.

Мениң Москвада мәхсус уйғур тарихи оқуватқанлиқим, әйни вақитта Үрүмчидики көплигән пешқәдәм зийалийларниң қизиқишиға учриған һәмдә уларни өткән әсирниң 1930-40-50-йиллиридики Москваниң уйғур сийасити вә жуңго сийаситини, җүмлидин Совет иттипақиниң уйғур елидики тәсирлирини әсләткән иди. Чүнки, 20-әсирниң 50-йиллириғичә болған арилиқта уйғур зийалийлириниң Совет иттипақиниң тәсиригә қаттиқ учриғанлиқи, Совет иттипақиниң уйғурларниң миллий вә мәдәнийәт еңи һәм сийасий тәқдиридин чоңқур йилтиз тартқанлиқи һечкимгә сир әмәс.

Мән, 1990-йили, Совет-Җуңго мунасивәтлири нормаллишип, уйғурларниң ичидә тунҗи қетим Совет иттипақи пәнләр академийисиниң доктор аспирантлиқиға таллинип, мәзкур академийиниң шәрқшунаслиқ институтиға оқушқа киргән идим. Мундақчә қилип, ейтқанда сабиқ Чар Росийә вә кейинки Совет иттипақи һәмдә 1991-йилидин кейинки Русийә Федератсийисиниң әң алий шәрқшунаслиқ тәтқиқат институти һесаблинип, 150 йиллиқ тарихқа игә болған мәзкур билим дәргаһида мәйли Оттура Асийа уйғурлири болсун вә йаки уйғур ели уйғурлири болсун, улар арисидин тунҗи қетим мәзкур иниститутта тарих пәнлири бойичә докторлуқ диссертатсийисини йақилап, унван алған идим. Мән 1985-йилидин 1996-йилиғичә болған арилиқта, Үрүмчидә көплигән пешқәдәм зийалийлар билән сөһбәтдаш болдум. Уларниң арисида Абдурейим Өткүр, Һаҗи Йақуп, Ибрайим Мутии, Абдушукүр Муһәммәд Имин, Шәрипидин Өмәр, Абдулла Талип қатарлиқларму бар иди. Әлвәттә, бу җәрйанларда мәнә йәнә башқа  онлиған әйни вақиттики тонулған уйғур мутәхәссислири, дотсент-профессорлири, әдиблири вә зийалийлири биләнму сөһбәтдаш болдум һәтта уларниң бәзилири билән хизмәтдаш болдум. Бу җәрйанда мән йәнә бир  қисим тарихий шаһидларниң вәқәлирини аңлидим. Буларниң арисида мән үчүн икки шәхс, Сопахун Совуроф билән Сәйдулла Сәйфуллайоф әң унтулмас тәсиратларни қалдурған иди.

Сопахун ака дадамдин мениң тәтилгә қайтип кәлгәнликимдин хәвәр тепип мән билән параңлишишни ейтипту. Мәнму алаһидә хуш болуп, дадам билән биргә Сопахун акиниң өйигә бардим. Тәхминән төт саәт әтрапида созулған сөһбәтләр җәрйанида Сопахун ака бешидин өткән вәқәләрни сөзләп бәрди.  Мәнму бәзи соалларни қойдум. Сөһбитимизниң муһим темилириниң бири Совет иттипақиниң әйни вақитта миллий инқилабқа қандақ тәсир көрсәткәнлики вә арилашқанлиқи мәсилиси болди. Сопахун ака бу һәқтә өзиниң бәзи қарашлирини вә көргән пакитлирини оттуриға қойди.
Мән униңға, 1949-йили, 8-айда Әхмәтҗан Қасими қатарлиқлар Совет иттипақида қаза қилғандин кейин, иккинчи нөвәтлик вәкилләрниң бири сүпитидә Сәйфидин Әзиз билән Бейжиңға барған Алимҗан Һакимбайефниң мән оқуған әшу иниститутта 1950-йиллардин тартип, таки вапат болған 1991-йилиғичә ишлигәнликини сөзләп бәрдим. Бу иниституттики бир қисим пешқәдәм кишиләр Совет-Җуңго мунасивәтлиригә аит кишиләр иди. Әйни вақитта Тарбағатай вилайитиниң муавин валийси болған Алимҗан  Һакимбайеф Совет тәрәпниң көрситиши билән Сәйфидингә һәмра болуп, Бейжиңға барған һәмдә барлиқ сорунларда биргә болған иди. У, 1950-йилларниң башлирида Совет иттипақиға кетип, өмүр бойи Москвада ишлигән. У, 1930-йиллардики вә 1944-1949-йиллардики миллий азадлиқ инқилаби һәққидә тәтқиқат елип берип, бу һәқтә ашкара вә йепиқ шәкилдә бир қанчә әсәрләрни йазған иди.

Бу иниститутта йәнә Абдурахман Калимоф исимлик Қирғизистанниң Қарақол шәһиридә туғулған бир туңган алими бар болуп, униң һайати техиму қизиқарлиқ иди. У 1944-йили, 12-айда Қирғизистанда тәшкилләнгән «Батур » әтритиниң тәркибидә Сүйдүң вә Күрәдики җәңләргә қатнишип, кейин Мәнсур Ломийофниң туңган полкиниң шитаб башлиқилиқ вәзиписини өтигән һәмдә жиңдики җәңләргә қатнашқандин кейин, 1946-йилиниң 6-ейида Совет иттипақиға қайтип кетип, кейин Москвада оқуп, туңган тили тәтқиқати билән шуғулланған иди. Абдурахман Калимоф уйғур тилида йахши сөзләйтти, у таки Совет иттипақи йимирилгичә өзиниң Совет иттипақи тәрипидин Илиға әвәтилип, Гоминдаң билән уруш қилған тарихини йошурушқа мәжбур болған. Чүнки, әйни вақитта Совет бихәтәрлик органлири уларға бу ишни һечқачан вә һечкимгә тинмаслиқ һәққидә тил хәт алған икән. Кабилоф бир өмүр өз сирини ашкарилийалмай, қийинчилиқта өткән, униңға «Вәтән учүн хизмәт көрсәткән» дегән шәрәпләрму берилмигәнлики үчүн бир еғиз өйдә қийнилип йашашқа мәжбур болған. Ахири у, Совет иттипақи КГБ сигә хәт йезип, өзиниң әйни вақиттики қилған хизмитигә йеңидин баһа беришни тәләп қилғанда КГБ ахири униңға вәтән уруши қатнашқучилири қатарида муамилә қилиш буйруқи чиқирип, чоңрақ өй тәқсим қилип бәргән. Бирақ, униңғичә Совет иттипақиму йимирилип, өз сирини ашкара ейталайдиған болсиму, бирақ қерип йеши бир йәргә барған иди. Абдурахман Калимоф бу һекайилирини өз ағзидин маңа сөзләп бәргән иди. Әмма, у Алимҗан Һакимбайефни йахши көрмәйтти вә Һакимбайефни икки йүзлимичилик билән сөккән иди. Мән Сопахун акиға өзүм көргән бу зат һәққидә вә башқа Совет иттипақида учрашқан пешқәдәм миллий азадлиқ инқилап қатнашқучилири һәққидә сөзләп бәрдим. Һәқиқәтән бу йилларда 20-әсирниң биринчи йеримидики уйғур елидә йүзбәргән сийасий вәқәләрниң көплигән шаһидлири дунйаниң һәммила йеридә һайат бар иди. Әпсус у вақитларда техи йаш вә тәҗрибә көп болмиғанлиқи үчүн бу затларниң  һәммисини тепип зийарәт қилип, көплигән биринчи қол материйалларни топлашқа әһмийәт бәрмигән икәнмән, һазир буниңдин көп әпсуслинимән. Бир тарихчи үчүн пүтүн вәқәләрни китабтинла әмәс, тирик шаһидлардинму өгиниш техиму муһимдур.

Бу 1996-йилиниң баһар айлирида йәнә Үч Вилайәт Инқилабиң пешқәдәм кадирлиридин бири, Шинжаң университетиниң мән хизмәт қилған йиллиридики сабиқ мудири Һаким Җаппар акиниң башлиши билән Сәйдулла Сәйфуллайеф билән көрүшүп, узун сөһбәтләрдә болған идим. Сәйфуллайеф өзиниң миллий азадлиқ инқилабиға қандақ қатнашқанлиқи вә Алмута әтрапида Фатих батур қатарлиқлар билән қандақ тәрбийидин өткәнликигә аит вәқәләрни сөзләп бәргән иди. Кейин, у бу вәқәләрни мақалә вә әслимә қилип елан қилди. Сәйфуллайәф билән болған сөһбәттиму у Совет иттипақиниң Или инқилабиға көрсәткән тәсирлири һәққидә тохталған иди.
Сәйфуллайеф сөзидә мәндин Алимҗан Һакимбайефниң Москвада икәнликигә аит учурларни сориди, мән униңға Алимҗан Һакимбайеф һәққидә билгәнлиримни сөзләп бәрдим. Сәйфуллайеф бу адәмниң әслидә Өзбекистанда туғулған, Өзбек миллитидин келип чиққан, чөчәктики бай шәхсләрниң бири икәнлики, униң әслидин Совет иттипақиниң мәхпий хадими болуш еһтималлиқиниң чоңлуқини, бәлки, униң Бейжиңға беришини Москва бәлгилигәнликидә шәк йоқ икәнликини қәйт қилди. Бу сорунда Һакимжаппарму бар болуп, у Әлихан Төрә һәққидә тунҗи қетим мақалә йезип, униң Ташкәнттики һайати вә қандақ қилип, Совет иттипақиға елип кетилгәнликини байан қилған иди. Һаким Җаппарниң бу мақалиси көплигән кишиләрниң Әлихан Төрә һәққидә чүшәнчигә игә болушида муһим мәнбәлик рол ойниди вә һазирғичә пайдилинмақта. Узун мәзгил маарип саһәсидә ишлигән бу зат Үч Вилайәт Инқилаби дәвридики маарип вә Әхмәтҗан Қасиминиң маарип идийиси қатарлиқ темиларда мақалилар йазған иди.
Сөзимизгә кәлсәк, Сопахун Совурофниң өйидә болған сөһбәт җәрйанида, мән униң Ақсу җәң мәйданини әслигинидә наһайити ғәзәпләнгәнлики, Ақсуни азад қилалмай паҗиәлик түрдә Ақсудин чекингәнликидин чоңқур әпсусланғанлиқини чүшәнгән идим. Шуниң билән бир вақитта у йәнә өзиниң Совет иттипақи тәрәп әвәткән һәрбий мәслиһәтчи хадимларниң һакавурлуқлири һәм бәзи рәһбирий шәхсләргә болған наразилиқ пикирлириниму йошурмиған иди. Мән униң Әлихан Төрә вә Әхмәтҗан Қасими қатарлиқ рәһбәрләргә болған қаришини соруғинимда у бу икки затни әң йүксәк орунға қойған иди. Шу қетимлиқ сөһбәттин кейин мәзкур пешқәдәм қоманданниң өзи қатнашқан бу инқилабқа нисбәтән өзигә хас болған, башқилардин пәрқлиқ баһа бериш идийисигә игә икәнликиниму һес қилған һәм йәнә униң ағзидин Совет иттипақи һәрбий мәслиһәтчилири Закир вә Искәндәр қатарлиқларға болған аччиқлирини аңлап, бу исимларниң у кишиниң меңисигә чоңқур орунлашқанлиқини чүшәнгән идим.

Сөһбитимиз җәрйанида йәнә Мирзигүл Насироф һәққидиму параң болди. Мән бу кишиниң Қазақистанниң Чиләк районидики бир колхозни башқуруп, боз йәр ечиш бойичә 1950-60-йилларда пүтүн Совет иттипақи бойичә даң чиқирип, уда икки қетим Ленин ордени билән мукапатланғанлиқи, униң Қазақистанда йуқири абройға игә зат икәнликини сөзләп бәрдим. Бирақ, Сопахун ака Совет қизил армийисиниң офитсери болуп, германийә армийисигә қарши җәңләрдә чениққан бу командирни анчә йақтурмайтти. У, Ақсудин чекиниш җәрйанида Мирзигүл Насирофниң өз қошунлири билән Сопахун қошунлириға маслашмиғанлиқи һәм йаримаслиқ қилғанлиқидин аччиқи кәлгәнликини ейтип бәрди. Әмма у йәнила Мирзигүлни һөрмәт қилидиғанлиқини йошурмиди.

Мән әнә шу қетимлиқ сөһбәттин кейин Сопахун акини көрмидим, әмма униң бәзи әслимилирини иштийақ билән оқудум. 2001-йили, униң вапат болғанлиқ хәвирини аңлап, уйғур һазирқи заман һәрбий ишлар тарихидики һәқиқий қомандан Сопахун Совурофға болға һөрмитимни йәнә бир қетим билдүрдүм. Мәхсус һәрбий мәктәп пүттүргән вә Миллий Армийиниң полковники болған һәм Миллий Армийиниң йуқири дәрҗилик командирлири арисида әң узун  мәзгил һәрбий хизмәт өтигән кәспий һәрбий хадим Сопахун Совурофниң 1950-йилидин кейин һечқандақ чоң һоқуқ тутмиғанлиқи, вә бурунла кәсип алмаштурулғанлиқи билән 1955-йили жуңго хәлқ азадлиқ армийисиниң генерал майорилиқ унваниға сазавәр болалмиғанлиқи ажайип бир иш! Бирақ уйғур хәлқи аллиқачан униңға генералдинму йуқири унван берип болған иди!

2. Совет иттипақиниң миллий азадлиқ инқилаптики тәсири

Мән мана 16 йилдин кейин мәрһум Сопахун Совурофниң «Мән кәчкән кечикләр» намлиқ әслимисини оқуветип, Совет иттипақиниң Сопахун командирлиқидики партизан әтритигә һәрбий мәслиһәтчиликкә тәйинлигән Закир төрә вә Искәндәр әпәндиләр һәққидики байанларни учраттим. Әлвәттә бу, у сөзләп бәргәнгә қариғанда бир қәдәр тәпсилийрәк иди. Әмма йәнә бәзи назукрақ нуқтилар киргүзүлмигән. Мән бу йәрдә Сопахун Совурофниң әслимисидики башқа тәпсилатлар һәққидә тохтилишни мувапиқ көрмәй, пәқәт Закир вә Искәндәрдин ибарәт икки әрбаб һәққидики байанларға қошумчә қилиш вә Совет иттипақиниң әйни вақиттики илидики һәрбий хадимлириниң бәзи вәзипилиригә аит өзүм игилигән мәлуматларни әслитиш арқилиқ «Мән кәчкән кечикләр» дин орун алмай қалған бир қисим учурларни оқурмәнләргә һава қилишни қарар қилдим.

Бу, қошумчәмгә « Сопахун һәққидә Сталинған йолланған мәлумат» дәп исим қойдум. Мениңчә, Сопахун Совурофниң әслимисидики муһим нуқтиларниң бири Совет иттипақиниң әйни вақиттики инқилабқа болған арилишиши, Совет һәрбий мәслиһәтчилириниң паалийәтлири қатарлиқлардур. Сопахун әслимисидә Закир, Ноғайбайеф, Искәндәр вә башқа бир қисим офитсерларни тилға алиду. Униң байан қилишичә, Миллий Армийә баш қоманданлиқ шитабидики офитсерларниң һәммиси дегүдәк Советликләр болуп, һәтта хәт басқучи машинисткиларму рус айаллири иди. Қоманданлиқ шитабидики Советлик рус офитсери униңға қанчә йахши тәсират қалдурмайду. Униң билән сөһбәтләшкәнләр вә униңға вәзипә тапшурғанларниң һәммиси Советликләр болуп, пәқәт Бақийеф исимлик Советлик уйғурла бу йәрдики бирдин бир уйғур иди. У, шитабта тәржиманлиқ қиливататти[1].
Қоманданлиқ шитабтикиләр Сопахунни Ақсуға баридиған йолларни музакирә қилиш үчүн Текәстики атлиқ қисимниң полковники Ноғайбайефниң йениға әвәтиду. Орунлаштуруш бойичә уни Ноғайбайефниң йениға Искәндәр әпәнди башлап бариду һәмдә у йәрдә Закир, Искәндәр, Ноғайбайеф вә Абдурәйимҗан Һәсәнофлар билән учришип, Ақсуға бериш йоллирини муһакимә қилиду[2]. Тәкитләшкә тегишлик нуқта шуки мәзкур сорундики төт адәмниң үчи, Искәндәр, Закир вә Ноғайбайеф Советликләр болуп, пәқәт Абдурәйимҗан Һәсәнофла йәрлик иди. Әмма, униң өзиму әслидә йәттә сулуқ уйғурлардин болуп, у йаш вақитлирида Совет қизил армийисидә һәрбий хизмәт өтигән, йәни Абдулла Розибақийеф сийасий комиссарлиқи, музәппәр Йаруллабекоф командирлиқидики қизил армийиниң таранчилар ( уйғурлар) полкиниң җәңчиси сүпитидә йәттә судики ақ гвардийичиләргә қарши җәңләргә қатнишип, 1920-йилларниң ахирлирида Илиға көчүп кәлгән киши иди. Абдурейимҗан Һәсәноф, Миллий Армийиниң сийасий ишлар бойичә мунавин қомандани сүпитидә хизмәт қилған болуп, униңға полковниклик унвани берилгән иди.

Сопахун Совуроф йәнә Миллий Армийә сепигә қошулғандин кейин, бу йәрдики барлиқ һәрбий командилар вә һәрбий аталғуларниң русчә икәнлики, өзиниң һөкүмәт рәһбәрлириниң көздин кәчүришини қобул қилғанда, әскәрлиригә уйғурчә команда берип, уйғурчә җәң нахшиши ейтқанда, рәһбәрләрниң һәйран қалғанлиқини байан қилиду.

Сопахунниң Миллий Армийә қоманданлиқ шитабида пүтүнләй Советликләр (русларниң) ни көргәнлики һәмдә һәрбий аталғуларниң һәммисиниң русчә болушиниң мәлум асаси бар болуп, бу биринчидин Миллий Армийәниң һәрбий қаидә-түзүми болса, иккинчидин, қоманданлиқ тәркибидә Илиға йәрләшкән сабиқ Чаррусийә офитсерлириниң муәййән салмақни игилигәнлики билән мунасивәтлик, үчинчидин Совет иттипақиниң Миллий Армийиниң қоманданлиқ тәркибини контрол қилғанлиқи билән мунасивәтлик иди. Сопахун шитабниң әһвалини «Пүтүнләй Советликләр болуп, бирму йәрлик йоқ иди» дәп тәсвирләйду.

Һәқиқәтән, 1945-йили, 8-априлда Миллий Армийә рәсмий қурулғанда, униң дәсләпки апарати бекитилгән болуп, руслардин Иван Георгийевич Паленоф генерал майор унвани билән Миллий Армийиниң баш қоманданлиқиға, генерал майор В. Мазһароф шитаб башлиқлиқиға тәйинләнгән. Булардин башқа йәнә бир қисим бөлүмләргә бәзи уйғурлар қойулған болсиму, әмма әмәлий иш беҗиргүчиләр арисида йәнила руслар болған. Паленов, Мазһаров қатарлиқларниң һәммиси сабиқ чаррусийә армийисиниң офитсерлири болуп, улар 1920-йилидин кейин жуңго тәвәсигә өткән Совет һакимийитигә қарши ақ гвардийичиләр қошуниға мәнсуп кишиләр шуниңдәк келип чиқиш жәһәттин казак руслиридин һесаблинатти. Буларниң һәммиси 1930-йиллириғичә болған арилиқта Совет русийиси тәрәпкә өтүп, Совет русийиси үчүн хизмәт қилған һәмдә Москваниң қоллиши вә йөлүши астидики Шең Шисәй қоманданлиқидики өлкә қошунида йуқири һәрбий вәзипиләрни өтигән иди.

Или вадисиға йәрләшкән рус җамаити 1944-йили 9-айдики Нилқа қозғилиңи вә 7-нойабирдики Ғулҗа қозғилаңлириға һәм униңдин кейинки барлиқ һәрбий күрәшләргә актип иштирак қилип, өзлириниң бир үлүш һәссисини қошти. Уларниң арисида биринчи дунйа уруши, русийә гражданлар урушиға қатнашқан һәмдә мәхсус һәрбий мәктәпләрни түгәткән, һәрбий ишларда тәжрибигә игә бир қисим кона кәспий офитсерлар бар болуп, мәзкур рус җамаитиниң һәрбий ишлар җәһәттики билим сапаси башқа йәрлик хәлқләргә қариғанда бир қәдәр йахши иди.

Уларниң инқилабтики пидакарлиқи вә һәрбий ишлардики йуқири сапасини нәзәргә алған җумһурийәт вақитлиқ һөкүмити бу русларниң һәрбий қабилийитидин пайдилиниш вә ролини җари қилдуруш үчүн уларниң  арисидики пешқәдәм офитсерларни муһим вәзипиләргә тәйинлиди. Әнә шу сәвәбтин Миллий Армийиниң төт нәпәр генералиниң икки нәпири рус болуп, улар Паленов вә Мажаров иди. Қачақ руслардин Фатий Лескин, Василий Могутнов, Павел Масколийев, Петир Александроф, Гребинкин, Ананин, Белинов қатарлиқларға полковниклик унванлири берилди. Җумһурийәт вақитлиқ һөкүмәткә илгири-кейин руслардин Александроф, Масколийев вә Паленов қатарлиқ үч адәм әзалиққа қобул қилинди.

Миллий Армийиниң 1946-йили, 6-айғичә болған арилиқтики икки атлиқ бригада вә икки пийадиләр бригадисиниң тәркибигә киргән һәмдә кирмигән жәмий 17 полкниң йуқири дәриҗилик командирлар тәркибини тәкшүргәндә,  шуни көрүвелишқа болидуки, 1946-йили, 6-айғичә болған арилиқтики барлиқ полкларниң полк командирлири, шитаб башлиқлири вә сийасий  комиссарлирини өз ичигә алған тәхминән 50 тин артуқ йуқири дәриҗилик комадирларниң ичидә 20 гә йеқин рус бар. Буларниң бәзилири Илидики йәрләшкән руслар болса, йәнә бәзилири Совет иттипақидин кәлгәнләр иди[3].
Мәзкур полкларниң йуқири дәриҗилик командирлири тәркибидә тәхминән  10 дин артуқ адәм Совет иттипақидин кәлгән қирғиз, қазақ, уйғур, өзбек, татар вә башқилар иди. Болупму, 1945-йили, 12-айниң ахирида Иссақбәк Муноноф командирлиқидики җәнубий йөнилиш қоманданлиқ шитаби  қурулғанда мәзкур йөнилишиң тәркибидә икки бригада болған болуп, Сопахун Совурофниң мәлуматичә, 1-бригада вә иккинчи бригаданиң қоманданлиқ тәркиби вә бу икки бригада тәркибидики полкларниң қоманданлиқ тәркибини асасән дегүдәк Совет иттипақидин кәлгән қирғиз, өзбек, татар, уйғур вә руслар тәшкил қилған. [4]

Гәрчә, Паленов вә Мажаров қатарлиқлар уйғур тилини бир қәдәр йахши билсиму, әмма әйни вақитта Миллий Армийә қоманданлиқ шитабиниң Паленов вә Мажаровлар имза қойған әмир-пәрманлири вә һөҗҗәтлириниң бир қисими рус тилида чиқирилған иди. Болупму, 1946-йили, 6-айғичә болған арилиқта техиму шундақ болди. Көрүвелишқа болидуки, қоманданлиқ шитабида дәсләпки вақитларда рус тилиниң омумийүзлүк ишлитилиши тәбиий. Бирақ, шитабниң башқа йәнә арқа сәп, сийасий һәм башқа бөлүмлири мәвҗут болуп, бу орунларда уйғурларниң нисбитиму көп болуп, уйғур тилиниң ишлитилиши ениқ иди. Сопахун зийарәт қилған орун бәлки шитабниң рәсмий җәң оператсийилирини түзүш вә қоманданлиқ қилиштики йадролуқ оргини болуши мумкин. Мундақ, орунларни Советликләрниң игилиши тәбиий. Әмма, 1946-йили, 7-айларда Совет иттипақидин кәлгәнләр өз вәтинигә қайтқандин кейин, Миллий Армийә қоманданлиқ шитаб тәркибидә өзгириш болуп, Иссақбәк Муноноф баш қоманданлиққа тәйинләнди. Һәр қайси бөлүмләрниң башлиқлири асаслиқи уйғурлар вә башқа милләтләрдин тәркип тапти. Шуниңдин тартип, команда бериш вә шитабниң һөҗҗәтлири һәм буйруқлири үчүн уйғур тили ишлитилди. Қазақлар көп полкларда болса, қазақ тили ишлитилди[5].

Сопахун Совуроф бу һәқтә мундақ дәп йазиду: 1946-йили, 11-айларда 11 битим мунасивити билән Совет иттипақидин кәлгән командири вә мәмурий мәслиһәтчиләр бир кечидила мәмликитигә қайтти. Һәммә хизмәт йәрлик һәрбий вә мәмурий идариләрниң башқурушиға қалди[6].
Совет иттипақидин кәлгән командирлар вәтинигә қайтқандин кейин, һәр қайси қисимларниң командирлиқ шитабидиму өзгириш йүз бәрди. Полк вә бригадилар ихчамланди. Болупму, 11 битим бойичә Миллий Армийиниң адәм сани 30 миңдин, 12миңға, әслидики 17 полк 3 пийадә вә 3 атлиқ полкқа қисқартилғандин кейин, мәзкур полкларниң командирлиқ вәзипилири йәрликләр тәрипидин атқурулди. Командирлар шитатини асаслиқ йәрликләр игилиди. Бирақ, Миллий Армийиниң кадир системиси вә тәркибидә өзгириш болған билән әмма һәрбий аталғу, интизам-қаидә, унван вә башқа нурғун нәрсиләр йәнила өз пети болуп, Миллий Армийә түптин өзгәртилмиди. Взвоттин тартип полкқичә болған барлиқ һәрбий тармақларға пүтүнләй йәрлик уйғур, қазақ, моңғул, татар, туңган вә башқа милләтләрдин келип чиққан командирлар командирлиқ қилди. Әлвәттә, бу йәрликләр арисида йәрләшкән русларму бар иди.

Совет иттипақиниң уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа хәлқләрниң миллий азадлиқ һәрикәтлирини қоллаш вә униңға йардәм бериши, 1943-йили май ейида Совет иттипақи компартийиси мәркизий комитети сийасий бийорисиниң йиғинида қарар қилинған[7]. Қарар қобул қилинған бу йиғинниң ечилған вақти һәққидә икки хил вақит учури бар. Сабиқ Совет иттипақиниң 1945-1949-йилларда Алтай тәвәсидә һәрикәт қилған бихәтәрлик хадими Әмирбайеф сийасий бийорониң қарариниң 16-май икәнликини дәлилләйду[8]. Әмма, Қазақистан ташқи разветка тарихиға аит һөкүмәт һөҗҗәтлик мәлумати болса, СССР коммунистлар партийиси мәркизий комитетиниң 1943-йили, 4-май күни уйғур, қазақ, қирғиз вә моңғол қатарлиқ хәнзу әмәс милләт аһалилириниң миллий азадлиқ һәрикитигә барлиқ һәрқандақ йардәмләрни көрситиш һәққидә қарар қобул қилғанлиқини көрситиду[9].

Совет иттипақи коммунистлар партийиси мәркизий комитети сийасий бийоросиниң Сталин, Молотов, Берийа қатарлиқларни өз ичигә алған мәзкур йиғинда Шинжаң мәсилиси муһакимә қилинип, Шең Шисәйни өлкә һакимийитидин қалдуруш қарар қилинди. Буниң үчүн «Шинжаңда йашаватқан кишиләр вә Совет иттипақи пуқралиқидики кишиләрдин тәркиб тапқан ‘миллий қутулуш гуруппилири’ қуруш, Өзбекистан, Қазақистан вә Қирғизистанларда мундақ гуруппиларниң командирлири һәм тәшвиқатчилирини тәрбийиләш үчүн мәхсус бир қанчә мәктәп ечиш қарари чиқирилди » [10].

Тарихий пакитлардин көрүвелишқа болидуки, 1943-йилиниң башлирида Иосиф Сталин өз һакимийитни мустәһкәмләш үчүн Совет иттипақиниң ғайәт зор һәрбий-сийасий вә иқтисадий һәтта кадир йардәмлиригә еришкәнлики һәтта болшевиклар партийисигә әза болғанлиқиға қаримай Совет иттипақидин йүз өригән Шең Шисәйни ағдуруп ташлап, йәрлик хәлқләрниң Совет иттипақиға майил миллий һакимийитини қуруш қарариға кәлгән иди. У, бу йол арқилиқ бир тәрәптин Шең Шисәйдин интиқам алса, йәнә бир тәрәптин Совет иттипақиға өч һәмдә униңға қарши туруш мәқситидә Америка вә Әнглийә қатарлиқ Совет иттипақи билән идийиви дүшмәнликкә игә қудрәтлик мәмликәтләрниң һәрбий-сийасий тәсир күчини Совет иттипақиниң арқа теми болған Оттура Асийа Җумһурийәтлиригә қошна мәзкур районға башлап кириш тактикисини ойнаватқан гоминдаң милләтчи гуруппилириниң дәккисиниму берәләйтти. Сталинниң мәзкур орунлаштурушини әмәлгә ашуруш үчүн мәркизий комитетта алаһидә бир гуруппа қурулған болуп, мәзкур гуруппиға Совет иттипақи хәлқ комиссарлири кеңишиниң мәсуллиридин бири һәмдә мәркизий комитет әзаси Русийә Сотсийалистик Федератип Җумһурийити хәлқ комиссарлири кеңишиниң рәиси Алексей Косигин, мәркзий комитет сийасий бйуро әзаси вә Совет иттипақи хәлқ ички ишлар комиссарийатиниң комиссар Лавренти Берийа, Совет иттипақи милләтләр кеңишиниң рәиси Николай Шверник вә коммунистлар партийиси мәркизий комитети ташқи сийасәт бөлүминиң башлиқи Михайил Суслов қатарлиқлар кирди[11].

Совет иттипақи коммунистлар партийиси мәркизий комитети сийасий бийорисиниң қарари бойичә СССР хәлқ ички ишлар комиссарийатиниң башлиқи вә дөләт мудапиә комитетиниң әзаси Лавренти Берийа уйғур елиға мунасивәтлик бу бир қатар пиланларни әмәлгә ашурушқа биваситә рәһбәрлик қилишқа тәйинләнгән болуп, у уйғур дийарида болидиған инқилаб нишани бойичә лайиһә тәййарлиған иди. Униң лайиһиси НКВдниң идийисиниң туп нуқтиси миллий азадлиқ һәрикәтни қоллаш вә һәрбий һәрикәтләргә йардәм көрситиш, буниң хуласиси«Мувәппәқийәт қазинилса, Шинжаңда Җуңгодин мустәқил болған Советләр иттипақиға дост мусулман демократик дөлити пәйда болиду» дегәндин ибарәт иди[12].

1943-йили, майниң ахирида Лавренти Берийаниң рәһбәрликидә Совет иттипақи НКВД-КГБ ( хәлқ ички ишлар комиссарийати вә дөләт бихәтәрлик хәлқ комиссарийати)синиң йиғини ечилип, буниңға Совет разветка органлириниң Шинжаңға мунасивәтлик хадимлири қатнашти. Йиғинға йәнә дөләт бихәтәрлик комиссарийатиниң комиссари Всеволод Меркулов шуниңдәк йәнә Оттура Асийа иттипақдаш Җумһурийәтлириниң дөләт бихәтәрлик органлириниң рәһбәрлири, ташқи ишлар комиссарийатиниң хитайға мунасивәтлик даирилири қатнашти. Мәзкур йиғинға йәнә Совет иттипақиниң Үрүмчи, Ғулҗа, Чөчәк, Қәшқәр, Алтай вә моңғулйиниң қобдо қатарлиқ җайлирида турушлуқ разветка хадимлириму иштирак қилди. Бу йиғинда Шинжаң вәзийити вә у йәрдә қозғилидиған миллий азадлиқ инқилаби һәрикитиниң конкрет вәзипә вә пиланлири муһакимә қилинди[31].

Берийаниң рийасәтчиликидики мәзкур йиғинда НКВД ( хәлқ ички ишлар комиссарийатиниң) ниң разветка бөлүминиң башлиқи вә НКВД қошунлириниң қизил армийиниң арқа сәплирини қоғдаш баш башқармиси муавин башлиқи генерал майор Владимир Степанович Егнаров, хәлқ ички ишлар комиссарийати — хәлқ дөләт бихәтәрлик комиссарийати ( НКВД-КГБ) 4- бөлүминиң 1-башқармисиниң башлиқи генерал лейтенант Александир Иванович Лаңфаң һәмдә хәлқ дөләт мудапиә комссарийати разветка башқармисиниң мәсули генерал майор Борис Кузнетсов бирликтә түзүп чиққан һәрикәт пилани қарардин өткүзүлди[14].

Орунлаштуруш бойичә Совет иттипақиниң Ғулҗа, Қәшқәр, Алтай, Чөчәк қатарлиқ шәһәрләрдики консулханилири мәхсус өз турушлуқ районларниң милләтләр мунасивити, һәрбий-сийасий әһвали, йәрлик милләтләрниң миллий азадлиқ һәрикәткә болған позитсийиси һәмдә инқилаб ғәлибисидин кейин йүз бериши мумкин болған әһваллар һәмдә йәрлик хәлқләрниң Совет иттипақиға тутқан позитсийиси һәм кәйпийати қатарлиқ түрлүк мәсилиләр бойичә тәкшүрүш елип берип, Москваға доклат йоллиди.
1934-йили, уйғур миллий азадлиқ һәрикитини қоллимай, униң әксичә, милитарист Шең Шисәйни қоллап, Хожа Нийаз һажим қатарлиқ рәһбәрләрни Шең Шисәй билән иттипақ түзүш йолиға башлап, Совет иттипақиниң контроллуқи астидики өлкә һакимийитини вужудқа кәлтүргән Совет иттипақи компартийиси мәркизи комитети 1941-йили, Гитлер германийисиниң Совет иттипақиға һужум қилиши һәм иккинчи дунйа урушиниң башлиниши билән мәйданға кәлгән хәлқара вәзийәт шараитида Шең Шисәйниң Москвадин йүз өрүп, гоминдаң мәркизи һөкүмитиниң күчини бу өлкигә башлап кириштәк мурәккәп мәсилигә дуч кәлди. Шең Шисәй 1942-йилидин кейин, Чуңчиң һөкүмити тәрипигә өтүп, Совет иттипақиниң райондики тәсир күчини тазилашқа вә сиқип чиқиришқа киришти. Сталин муавин ташқи ишлар комиссари Владимир Деканазоф қатарлиқ йуқири дәрижилик хадимлирини Үрүмчигә әвәтип, Шең Шисәйгә нәсиһәт қилған болсиму, бирақ Шең қәтий түрдә Совет иттипақиға қарши туруш сийасити қоллинип, барлиқ мутәхәсисләр вә хадимларни қоғлап чиқарди. Совет иттипақи билән болған сода вә мәдәнийәт вә иқтисад алақилирини үзди һәтта Қумулда турушлуқ Совет НКВД синиң 8-полкини чиқип кетишкә мәжбурлиди. Әксичә, һечқачан бу йәргә келишкә петиналмиған гоминдаң қошунлири вә партийә һәм һөкүмәт аппаратлири бу өлкигә кирип орунлишишқа башлиди. Буни аз дәп Чаң Кәйши һөкүмити 1943-йилидин етибарән Америка Қошма Штатлири вә Әнглийиниң Үрүмчидә консулхана ечишиға йол қойди.

Йәнә бир муһим нуқта шуки, Гитлер германийиси 1930-йилларниң ахиридин башлап, йадро қорали ишләп чиқиришқа киришкән. Америка вә Әнглийәму атом бомбиси йасашқа киришкән болуп, Америка «Мәнхантин» пиланини жиддий елип беривататти. Иттипақдаш дөләтләр германийиниң атом бомбисиға бурун игә болушидин наһайити әнсиригән болуп, әгәр Гитлер бу бомбиға алдин игә болса, дунйа вәзийити тамамән башқичә болатти. Совет иттипақи бихәтәрлик органлири 1940-йилидин етибарән, Германийә вә Әнглийә қатарлиқ дөләтләрниң йадро пиланидин хәвәр тепип, Совет иттипақиниңму бу бомбини йасап чиқишини ойлашқан, 1941-йили, Гитлер германийиси Совет иттипақиға һужум қилғандин кейин, Сталин рәһбәрликидики сийасий бийоро Совет иттипақиниң атом пиланини башлашни қарар қилди.

1943-йили, 11-февралда, йәни Америка, Әнглийә вә Совет иттипақи алий рәһбәрлири Йалта йиғининиң хуласисини чиқирип, келишимгә имза қойған күни Иосиф Сталин Совет иттипақи дөләт мудапиә комитетиниң В. М. Молотовниң рәһбәрликидә атом бомбиси йасаш программисини тәстиқлиди. Лавренти Берийа болса, уран канлирини тепиш вә уранға игә болуш һәмдә атом бомбиси пиланниң бихәтәрликини қоғдаш қатарлиқ конкрет ишларға мәсул болди.

Совет иттипақи 1940-йилидин етибарән Шең Шисәй билән 50 йиллиқ мөһләт билән қәләй канлирини ечиш һәққидә мәхпий келишим түзүп уйғур елиниң һәммә җайлирида дегүдәк йәр асти байлиқлирни тәкшүрүшкә киришкән һәмдә бәзи җайларда кан байлиқлирини қезишқа киришкән иди. 1943-йилиға кәлгәндә Совет иттипақи пүтүн Совет иттипақи территорийисидә уран запаслирини тапалмиған болуп, бәзи рус тарихчилириниң қаришичә , бу вақитта Совет иттипақи мутәхәссислири уйғур дийарида уран кан запаслирини тапқан. Демәк, Совет иттипақиниң атом бомбиси йасишидики бирдин-бир хам әшйа — уран пәқәт уйғур елидин тепилған болуп, бу Москваниң атом бомбиси пилани үчүн зор үмид туғдурған иди. Мана мушундақ вәзийәт шараитида Шең Шисәй Совет иттипақидин йүз өрүп, униң Москваниң мәхпий атом бомбиси пиланиға путликашаң қилди. Әлвәттә, шуни әскәртиш керәкки, Шең Шисәй Совет иттипақиниң Шинжаңда уран канлирини тапқанлиқи вә буниң атом бомбиси қурулуши үчүн мәнбә икәнликини билиши мумкин әмәс иди. Бу мутләқ мәхпий болуп, буни Совет иттипақи компартийиси сийасий бийороси вә мунасивәтлик аз сандики бихәтәрлик рәһбәрлири һәмдә атом алимлирила биләтти халас. Совет иттипақи тәрәп намда Шинжаңда йәр асти байлиқлирини тәкшүрдуқ, нефит, алтун, қәләй вә башқа байлиқларни издидуқ дегән билән әмәлийәттә асаслиқ нишан уран мәнбәси издәш вә униңға еришиштин ибарәт иди.

Әнә шу бир қатар вә көп тәрәплимилик амилларни нәзәргә алған Совет иттипақи компартийиси мәркизий комитети өзиниң 1933-1934-йиллиридики йәрлик хәлқниң азадлиқ һәрикитини қоллимаслиқ сийаситини өзгәртип, бу қетим уни қоллашни қарар қилди. Сталин Шең Шисәйниң йүзсизлики вә алдамчилиқини чүшәнгәнлики үчүн сийасий бийорниң қарарида «Шең Шисәй тузкор вә йүзсиз адәм. Совет һөкүмити униңға узун йиллар көп йардәмләрни қилған болсиму, лекин у буларниң қәдрини қилмайла қалмастин, бәлки муһими у Совет иттипақиға еғир зийан селиш қәдимини басти. Бу нуқтидин чиқиш қилип, Шең Шисәйни өлкиниң һакимийитидин қалдуридиған зөрүр чариларни қоллиниш лазим» дейилгән иди[15].

Лавренти Берийа башчилиқида ечилған ички ишлар комиссарийати вә дөләт бихәтәрлики комиссарийатиниң йиғининиң хуласиси сүпитидә мәркизий комитет сийасий алаһидә һәрикәт пилани қобул қилинған. Йиғин хуласиси сүпитидә йәнә Совет иттипақи ички ишлар хәлқ комиссарийати (НКВД) пәвқуладдә вәзипиләр башқармисиниң башлиқи генерал майор Владимир Степанович Егнаров билән  НКВД 4-башқармисиниң башлиқи генерал лейтенант Александир Иванович Лаңфаңниң йетәкчиликидә алаһидә һәрикәт гурупписи қурулди. Мәзкур гуруппиниң шитаби Алмута шәһири вә чегра понкити Қорғасқа җайлашти[16]. Алаһидә һәрикәт гурупписиниң башлиқи Владимир Степанович Егнаров 1944-йили, 5-айда йәнә Совет иттипақи хәлқ ички ишлар комиссарийати (НКВД)ниң мәхсус вәзипиләр бөлүминиң башлиқлиқиға тәйинләнди.

Русийә дөләт архипида сақлиниватқан «Лавренти Берийаниң алаһидә папкиси» дики һөҗҗәттә булардин башқа йәнә мәзкур алаһидә һәрикәт гурупписи йәнә Өзбекистан вә Қирғизистан территорийилири арқилиқ Шинжаңниң җәнубий районлиридиму һәрикәт елип барғанлиқи, 1946-йили март ейиғичә болған арилиқта бу җайдики алаһидә һәрикәт гурупписиға  полковник унванидики Ралников тәйинләнгәнлики қәйт қилинған[17] . Сабиқ Совет иттипақиниң дөләт бихәтәрлик оргининиң полковники, 1944-1949-йиллири арисида Алтайда һәрикәт қилған Әмин Әмирбайефниң әслимисигә асасланғанда Или вадисидики миллий азадлиқ инқилаби һәрикәтлириниң конкрет хизмитигә Лавренти Берийа НКВД ниң ташқи разветка оргининиң башлиқи генерал Павел Фитинни мәсул қилди. Павел Михайлович Фитин 1939-йилидин тартип, 1946-йили, 6-айғичә НКВД ниң сийасий вә ташқи разветкисиниң бешида турған болуп, бу орган НКВДниң 1-башқармиси дәп аталған. 1946-йили, 9-айда дөләт бихәтәрлик оргини НКВД дин айрилип, СССР дөләт бихәтәрлик министирлики болғанда у бу министирликниң германийидики вәкили болған иди[18]. Фитин Москвада СССРниң мәхсус хизмәт органлириниң Шинҗаң вә җуңго ишлири бойичә мәхсус мәсуллири вә Өзбекистан, Қазақистан һәм Қирғизистанниң дөләт бихәтәрлики комиссарийатиниң рәһбәрлирини йиғип йиғин ечип, бу җумһурийәтләрниң тәвәлиридә орунлишип қалған Шинҗаңлиқлардин һәрбий әтрәтләрни  уйуштуруш вә уларни партизанлиқ уруш усуллири билән өгитиш вәзиписи тапшурған[19].

Совет иттипақи компартийиси мәркизий комитети сийасий бийоросиниң қарариға асасән Совет иттипақи хәлқ ички ишлар комиссарийати (НКВД) вә Совет иттипақи хәлқ дөләт бихәтәрлик комиссарийати ( НКГБ) биваситә уйғур дийаридики һәрбий-сийасий пиланларни әмәлгә ашурушқа арилашқандин сирт йәнә уйғур дийари билән қошна Оттура Асийа Җумһурийәтлиридин Қазақистан, Қирғизистан вә Өзбекистан иттипақдаш Җумһурийәтлириниң ички ишлар хәлқ комиссарийатлири вә дөләт бихәтәрлик комиссарийатлириға конкрет вәзипиләр йүкләнди. Шуниң билән бир вақитта йәнә мәзкур иттипақдаш Җумһурийәтләрниң коммунистик партийә комитетлириниң биринчи секритарлириму бу хизмәтләргә йетәкчилик қилишқа қатнашти. Мәсилән, Өзбекистан компартийисиниң 1- секретари Осман Йүсупоф Или инқилабиға сийасий-идийә җәһәттин йетәкчилик қилғучиларниң бири болуп, Өзбекистанда тәййарлиқтин өтүп, Илиға йардәмгә әвәтилгән пидаийлар вә кадирларниң һәммисини дегүдәк қобул қилип, уларни өзи биваситә йолға салған иди. Мәсилән, 1944-йили Палинов башчилиқида Ташкәнттә тәрбийидин өткүзүлгән гуруппини һәмдә 1947-йили әвәтилгән Хеләм Худабәрди қатарлиқлардин тәркип тапқан иккинчи түркүмдики 13 кишилик мәслиһәтчиләр гурупписиниму Осман Йусүпоф өзи қобул қилип узатқан иди. Униң биваситә көңүл бөлуши билән Ташкәнттә «Шәрқ һәқиқити» журнили нәшир қилинип, мәхпий йосунда уйғур дийариға киргүзүлгән һәмдә 1947-йили уйғур тилида радио программиси аңлитиш башланған[20].

Өзбекистан министирлар кеңиши Москвадин 1946-йиллиқ дөләт хамчотини тәләп қилғанда уйғур дийаридики миллий азадлиқ инқилаби хизмәтлири үчүн ишлитидиған хамчотниму қошуп тәләп қилған иди.
Совет иттипақи компартийиси сийасий бийорисиниң қарариға асасән, Қазақистан иттипақдаш Җумһурийити дөләт бихәтәрлик комиссарийатиниң 1- разветка бөлүми җиддий һәрикәткә келип, «Совет иттипақи мусулманлири мәркизий диний башқармисиниң пүтүн дунйа мусулманлири хитабнамиси» дәп аталған чақириқни 5000 нусха көпәйтип, уйғур елиға киргүзгән. 1943-1945-йиллири арисида Алтайдики миллий гүллиниш вә Алтай қозғилаңчилири намидин 16 түрлүк пүтүн өлкә хәлқиғә чиқарған тәвшиват варақчиси тәййарлиған һәмдә «Қазақ ели» журнили, «Шәрқ һәқиқити» вә башқиларни уйғур елиға киргүзүп, хәлқни ойғитишта рол ойниған[21].

Буниңдин башқа йәнә Алмутида Қазақистанниң йәрлик коммунистлиридин мәхсус уйғур елидә хизмәт қилидиған мәхсус хадимларни тәрбийиләш мәктипи қурди. 1943-йили, сентәбирдә бу мәктәпни пүттүргән 28 курсант- разветчик ( җасус) Совет вә Моңғулийә чегрисидин мәхпий өтүп, Шинжаңға өтүп, «Совсиннторг» ( Совет-Шинжаң сода ширкити) ниң хадимлири дегән намда йәрлик аһалиларни тәшкилләш вә миллий гүллиниш гурупписиниң һәрикәтлиригә рәһбәрлик қилиш ишлири билән шуғулланди[22].

Мәсилән, бу мәктәпниң курсанти Ариспек Заурбеков 1944-йили, ийун айлирида уйғур, қазақ вә моңғуллардин 250 кишилик қозғилаңчилар гурупписини қуруп чиқти. Алмута әтрапида тәййарлиқтин өткән мәзкур мәхсус мәктәпниң иккинчи гуруппа курсантлири Фатих Муслимовниң йетәкчиликидә 1944-йили, авғуст ейида Или вилайити тәвәсигә қозғилаңчиларға йетәкчилик қилиш үчүн әвәтилди.
Қирғизистан тарихчиси вә Иссақбәгниң әвлади Абдуваһап Монийефниң қәйт қилишичә, Иссақбәк Муноноф 1943-йили Совет иттипақиға Ғулҗидики Совет консулханисиниң йардими билән сақ-саламәт қечип барғандин кейин, Қазақистан вә Қирғизистан иттипақдаш жумһурийәтлириниң рәһбәрлири уни қобул қилған. Болупму Қирғизистан иттипақдаш жумһурийити компартийиси, дөләт бихәтәрлик вә ички ишлар комиссарийати қатарлиқ органларниң алий рәһбәрлири Иссақбәкни қобул қилип, униң уйғур дийаридики миллий азадлиқ инқилабқа рәһбәрлик қилиш ишлирини музакирә қилған. Абдуваһап һәтта шу вақитта униң Москваға барғанлиқи һәмдә Сталин тәрипидин қобул қилинғанлиқиму қәйт қилиду[23].

Мәйли қандақ болушидин қәтий нәзәр, һәр қайси иттипақдаш жумһурийәтлириниң бу конкрет паалийәтлириниң һәммиси йәнила Москвадики мәркизий орган бәлгилигән алаһидә һәрикәт гурупписиниң әмәлий рәһбәрлик вә биваситә паалийәт даирисигә киргән болуп, алаһидә һәрикәт гурупписиниң әң йуқири мәсули һесабланған Владимир Степанович Егнаровниң қачан Ғулҗиға кәлгәнлики һәққидә ениқ һөжжәтлик мәлумат йоқ, әмма Әлихан төриниң оғли, Миллий Армийә майори Асилхан төрә өз әслимисидә генерал Владимир Степановичниң 1944-йили, 9-декабир күни Ғулҗа шәһиридә, Әлихан Төрә билән көрүшкәнликини қәйт қилиду[24].

У қәйт қилған Владимир Степанович дәл Владимир Степанович Егнаровтур. Әмма, алаһидә һәрикәт гурупписиниң башқа әзалириниң, мәсилән Петир Романович Александровниң 1944- йили, 7-нойабир күни таң сәһәрдә Абдукерим Аббасоф билән Ғулҗиға келип, Ғулҗа қозғилиңиға қатнашқанлиқи вә униңдин азғина кәм икки һәптә өтүп, Иван Паленов қатарлиқларниң Ғулҗиға кәлгәнлики, Иван Паленов билән кәлгәнләр қатарида Иван Иванович Иванов, йәни Искәндәр әпәндиниң биргә кәлгәнлики мәлум.

Иван Иванович Иванов, йәни, Искәндәр әпәнди бир мәзгил Паленовқа мәслиһәтчи сүпитидә униң йенида турған. Алаһидә һәрикәт гурупписиниң башлиқи генерал майор Владимир Степанович Егнаров Чилпәнзә (Қорғас) азад қилинип, Совет иттипақи билән болған йол ечилған һәмдә қозғилаңчилар Сүйдүңни қоршавға алған, Һәрәмбағ, Айродром вә Лаңшаңдики гоминдаң қошунлири қатму-қат қоршавға елинған, Тәлкидики Фатий Лескин командирлиқидики партизанлар болса, запас 7-дивизийә командири Ли Йүшаң қоманданлиқидики гоминдаң қошунлириниң Кәңсай арқилиқ Ғулҗиға һуҗум қилиш һуҗумлирини тармар қилип, Кәңсай еғизини қаттиқ мудапиә қиливатқан бир пәйткә тоғра кәлгән иди.
Генерал Владимир Степанович Егнаров вә генерал Александр Иванович Лаңфаң Ғулҗиға кәлгәндин кейин, дәрһал алаһидә һәрикәт гурупписиниң барлиқ һәрикәтлиригә Ғулҗида туруп қоманданлиқ қилишқа киришкән болуп, русийә тарихшунаси А. Бармин « генерал Владимир Степанович Егнаров йәнә өз нөвитидә Совет иттипақиниң Шәрқий Түркистан Җумһурийити вақитлиқ һөкүмитидә турушлуқ баш һәрбий мәслиһәтчилик вәзиписини атқурди» дәп йазиду[25]. Егнаров рәһбәрликидики Совет иттипақиниң һәрбий мәслиһәтчилик оргини Ғулҗа шәһириниң Новейгорд мәһәллисидики чоң бир қороға жайлашқан болуп, адәттә 2-дом дәп атилатти. Генерал Егнаров әнә шу жайни ишхана қилип, биваситә Москва билән алақә қилатти, у җумһурийәт вақитлиқ һөкүмитиниң барлиқ хизмәтлирини көзәткән һәм назарәт қилғандин сирт йәнә вақитлиқ һөкүмәт билән күндилик алақиларда болуп, мунасивәтлик әһвалларни һәптидә дегүдәк Москвадики мунасивәтлик органлар вә рәһбәрликкә әһвал йоллап турған[26].

Егнаров Ғулҗиға кәлгәндин кейин фамилисини өзгәртип атиған болуп, Егнарофни Козловқа өзгәрткән. Әмма, Владимир Степанович исмини сақлап қалған. Шуңа униң билән учрашқан миллий инқилаб шаһидлириниң һәммиси уни Владимир Степанович Козлов дәп билгән иди. Бирақ униң һәқиқий исим-фамилиси болған Егнаровни һечким билмәйтти.

Александир Иванович Лаңфаңниң Ғулҗида қандақ исим-фамилә қолланғанлиқи намәлум. Бирақ җумһурийәт баш катипи Абдурәуп Мәхсум Ибраһими вә Миллий Армийә майори Асилхан төрә Совет генерал Николай Архипович дегән бир исимни ишлитиду. Булардин башқа йәнә жуңгода чиққан китабларда болса, Кузнетсов фамилилик бир генерал тилға елиниду. Бу әшу генерал Лаңфаң шуму, әмма һазирчә ениқ әмәс. Әйни вақитта Совет иттипақиниң Илиға әвәткән разветка хадимлириниң һәммиси өз исим-фамилисини йошурған иди. Кесип ейишқа болидуки, жуңгода нәшир қилинған үч вилайәт инқилаби чоң ишлар хатириси вә тарихиға аит китабларда қәйт қилинған 2-домниң мәсули Козлов дәл әшу Егнаровтур.

Җумһурийәт һөкүмитиниң баш катипи болған Абдурәуп Мәхсум Ибрайиминиң ейтишичә, Совет иттипақиниң бу генераллири қозғилаң ғәлибә қилип, тәхминән бирәр ай ичидә Ғулҗиға кәлгән болуп, башта Паленов балдуррақ кәлгән иди. Абдурәуп Мәхсумниң ейтишичә, Совет иттипақи тәрәп башта уларниң ғәлибә қилишиға анчә ишәнмигәнлики үчүн Абдукерим Аббасофниң башчилиқида 40-50 адәмни азғина қорал-йарақлар билән әвәткән. Бу чағда Ғулҗидики қозғилаңчиларниң күчи һәқиқәтән аҗиз иди. Әмма, Совет тәрәп Ғәни Батур вә Фатих Батур башчилиқидики Нилқа қозғилаңчилири йетип келип, дүшмәнгә кәң көләмлик һуҗумлар башлап, 12-нойабиғичә болған арилиқта Ғулҗа шәһириниң асасий қисими азад қилинған вә пүтүн хәлқ қозғилип, тез арида әтраптики бир қанчә наһийиләр азад қилинип, гоминдаң қошунлириниң Һәрәмбағ, Сүйдүң вә Күрәләргә қапсилип қалғанлиқини көргәндин кейин, бу инқилабниң ғәлибә қилалишиға ишәнч қилип, дәрһал йардәм беришкә киришкән.

Әлихан Төрә 13- нойабир күни Совет иттипақи баш консули Дабашин билән көрүшүп, Совет иттипақиниң йардәм беришини оттуриға қойған болсиму, әмма Москваниң генераллири вә йардәмлири тездин кәлмигән. Шундақ болушиға қаримай, қозғилаңчилар җәңләрни давамлаштуруп, 2500 дин артуқ қораллиқ күчкә игә гоминдаң қошунлирини Һәрәмбағ, Айродром вә Лаңшаңға қапсивалған иди. Бу жайларға 8000 дин артуқ адәм җайлашқан иди. Қорал-йарақ җәһәттә дүшмән партизанлардин үстүн һесаблинатти.

Бу вақитларда қозғилаңчилар қорал-йарақ җәһәттин қийналған болуп, һәрәмбағдики дүшмәнни йоқитиш вә башқа җайларни азад қилиш һәмдә Үрүмчидин келидиған гоминдаң йардәмчи қошунлирини йоқитиш үчүн қорал-йарақ вә оқ -дориларға болған муһтажлиқ наһайити зор иди. Чүнки, бу вақитта Жу Шавжйаң бәш йол билән Ғулҗиға һуҗум қилиш пилани түзгән һәмдә бу һәрикәткә йеңи 45-дивизийиниң бир қисими вә запас 7-дивизийини толуқи билән аҗратқан иди. Әгәр Һәрәмбағдики дүшмән күчлири вә сирттин келидиған күчләр бирлишивалса, уларға тақабил туруш һәмдә йеңидин қурулған һакимийәтни сақлап қелиш мумкин әмәс иди. Мана мушундақ мурәккәп вәзийәт шараитида, 24-нойабир күни Әлихан Төрә Совет иттипақи һөкүмитигә хәт йезип, һәрбий қорал-йарақ йардими бериш вә йаки малға алмаштуруш тәклипини бәрди. Берийа өзиниң Совет иттипақи ички ишлар хәлқ комиссарийатиниң комиссари Берийатиниң Сталинған йоллиға доклатида қозғилаңчиларниң тәлипи һәққидә тохтилип мундақ дәп йазған: «Совет консулханисиға қилған мураҗитидә улар һакимийәтни қолға алған болсиму, әмма һакимийәтни тутуш үчүн йетәрлик мәбләғ йоқлиқини билдүргән. Мураҗәтнамигә Әлихан Төрә вә комитетниң 13 адими имза қойған» [27].

Москва әнә шу тәләптин кейин, узун өтмәй генерал майор Владимир Степановични Ғулҗиға әвәтип, мәхсус һәрбий-сийасий мәслиһәтчиликкә тәйинлигән. Униңдин илгири болса Әлихан Төрә башлиқ азадлиқ тәшкилатиниң алақиси Совет консули Дубашин вә йаки униң вәкиллири биләнла болған иди. Сабиқ миллий аммийә полковниклиридин Айтоған Йунучи вә Әсиһәт Тейипофларниң әслишичә, генерал Егнароф Ғулҗиға келип бир һәптиләрдин кейин зор сандики қорал-йарақлар Ғулҗиға йәткүзүлгән[28].

Абдурәуп Мәхсум Ибрайиминиң әслишичә, Совет иттипақи генераллири кәлгәндин кейин барлиқ һәрбий ишлар уларниң қолиға өткән. Униң ейтишичә, генераллар кәлгәндин кейин, һәрбий ишларни биз қилайли дәп барлиқ һәрбий ишларни улар өз қоллириға алған, әмма дөләт башқуруш, сийасий вә башқа ишларға улар көп арилишивалмиған[29].

Лекин, Егнаровниң келишидин кейин, йәнә Совет иттипақи тәрәп һәр қайси министирликләргиму мәслиһәтчиләрни әвәткән болуп, Әлихан төригә Муһсин Абдуллин исимлик Өзбекистанлиқ уйғур мәслиһәтчиликкә тәйинләнгән. Маарип, малийә, сәһийә, алий сот, диний вә башқа министирликләрниң һәммисидә Советлик мәслиһәтчиләр орунлашқан болуп, бәзи пәрәзләрдә сийасий, мәмурий мәслиһәтчиләрниң Совет иттипақиниң Ғулҗидики 2- вә 1-дом дәп аталған орунлириға айрим-айрим һалда бойсунғанлиқи ейтилиду. Чүнки, бу мәслиһәтчиләрни Москва биваситә башқурмай, әксичә Москваниң Ғулҗидики баш вәкили, йәни баш мәслиһәтчиси башқуруши мумкин иди.

3. Совет иттипақиниң Илиға әвәткән дәсләпки бәш қораллиқ әтрити

Тарихий пакитлар испатлидики, Совет иттипақ тәрәп генерал Егнаров кәлгәндин кейин қозғилаңчиларға қорал-йарақ йардими көрситишкә киришкән болсиму, әмма тездин көп санда әскири күч әвәтмиди. Совет иттипақи тәрәпниң Нилқа қозғилиңидин тартип, 1945-йилиниң баһар айлириғичә болған арилиқта Илиға әвәткән қораллиқ әтрәт бәш вә омумий адәм саниниң 600 әтрапида икәнлики рәсмий Совет мәхпий архиплири арқилиқ ашкариланди. Совет иттипақи ички ишлар хәлқ комиссарийатиниң комиссари Лавренти Берийа билән Совет иттипақи дөләт бихәтәрлик комиссарийатиниң комиссари Всеволод Меркуловниң 1945-йилиниң бешида Сталин вә ташқи ишлар хәлқ комиссари Вичеслав Молотовқа йоллиған доклатида мундақ мәлумат берилгән иди: ” йеңи һөкүмәтниң тәлипигә бинаән қозғилаңчиларға йардәм бериш үчүн генерал Егнаровниң башчилиқида керәклик алақә әслиһәлири вә партлитиш мутәхәссислири әвәтилди. Илгири тәрбийиләштин өткән, әслидики Шинжаң аһалиси вә Оттура Асийа милләтлиридин келип чиққан, сани 590 адәмдин тәркип тапқан бәш атлиқ әтрәт қозғилаң партлиған районларға ташланди”[30].
Берийа тилға алған мәзкур бәш қораллиқ әтрәтниң бәзилири һәққидә һазирчә дәсләпки мәлуматлар мәвжут. Бәлки, униң көздә тутқанлири арисида Нилқа қозғилиңи үчүн Алмутиниң йенида тәййарлиқтин өткән Фатих Муслимоф башлиқ он нәччә кишидин тәркип тапқан әтрәтму болуши мумкин. Буларниң арисида Сәйдулла Сәйфуллайефму бар иди. Бирақ, у йарилинип қелиш сәвәби түпәйлидин Фатих қатарлиқлар билән биргә Нилқа тағлириға кәлмигән иди(31).

Берийа тилға алған бу бәш әтрәтни кейинки вақитларда бу әтрәтләргә қатнашқанларниң әслимилири һәм Совет иттипақи архиплири арқилиқ дәсләпки қәдәмдә бекиттим. Бәлки бу йәнила архипларни давамлиқ тәкшүрүш арқилиқ техиму ишәнчилик дәлиллиниши вә толуқлиниши мумкин.
Буларниң ичидә икки әтрәтни алаһидә әскәртиш керәк. Совет иттипақи тәрәп 1944-йили, 26-декабирда Қирғизистанниң Иссиқ ата районида тәрбийидин өткән Дүйшән Оғайбайеф, Петир Савин (Закир төрә) вә Қутан Тогойеф қатарлиқларниң командирлиқидики 67 кишилик ”батур” әтритини вә бир һәптидин кейин Ош әтрапида тәрбийидин өткән Иссақбәк Муноноф, Габит Музипов ( Ғулҗидики исми Әли Мәмәтоф вә йаки Әли әпәнди) вә Раззақ Мәвланоф қатарлиқларниң командирлиқидики 100 кишилик ”буйгу” намлиқ әтрәтни Қорғас арқилиқ Илиға әвәтти[32]. Батур әтрити Сүйдүң вә Күрәни елишқа қатнишип, 31- декабир күнидә Лосигоңға орунлашти һәмдә Ғулҗа әтрапида жиңдин келиватқан дүшмән қошунлириға қарши җәң қилди. Бу чағда ”батур” әтрити йәрлик уйғур вә қазақ қозғилаңчилар һесабиға көпәйтилип, бир дивизйонға айланған иди.
“Буйгу” әтрити болса Һәрәмбағ соқушиға қатнашти һәмдә 1945-йили, 17-йанвардин башлап, бир атлиқ полкқа кеңийип, Иссақбәк Мунонофниң командирлиқида генерал Ше Йифең қоманданлиқидики Ачал давини арқилиқ Ғулҗиға һуҗум қилип кәлгән гоминдаң қошунлирини Мазар вә Чапқан йота қатарлиқ җайларда тармар қилди.

Ишәнчилик ейтишқа болидуки, 1945-йилиниң 3-айлириғичә болған арилиқта Совет иттипақи тәрәпниң әвәткән һәрбий хадимлириниң адәм сани тәхминән 600 әтрапида болуп, буларниң мутләқ көпчилики әслидә уйғур дийаридин Совет иттипақиға кәткәнләр иди. Бу 5 әтрәтни һәргизму мунтизим Совет қизил армийиси дейишкә болмайтти. Бирақ, жуңгода нәшир қилинған «үч вилайәт инқилаби тарихи» вә » үч вилайәт инқилаби чоң ишлар хатириси» һәм башқа әсәрләрдә һәм мақалиларда Совет иттипақиниң мәхсус қизил армийә қошуни әвәтип, партизанларниң урушлириға қатнаштурғанлиқи көптүриветилгән шуниңдәк бу байанлар үчүн һечқандақ пакит көрситилмигән. Буниңдики мәқсәд қозғилаңчиларниң ролини вә күч-қудритини ажиз көрситиш, йәнә бир тәрәптин Совет иттипақи болмиған болса, инқилаб баштила ғәлибә қилалмайтти вә йаки һәммә иш Советниң қоли билән болған дегән идийини илгири сүрүштин ибарәт болса керәк. Мундақ идийә әйни вақиттики миллий инқилабни бастурушқа әвәтилгән гоминдаң офитсерлири тәрипидинму көптүрүлгән һәмдә гоминдаң һөкүмити хәлқара жәмийәткә Совет иттипақи Илида вәқә чиқирип, жуңгониң игилик һоқуқиға һужум қилди, Совет қизил армийисини Шинжаңға киргүзди, дегәндәк тәшвиқатларни йүргүзгән иди.
Әмма , Совет иттипақиниң бу инқилабқа баштин-ахири арилашқанлиқи вә йардәмләрни бәргәнлики әмәлийәт, лекин хәлқниң әслидин инқилабий һәрикәтләрни башлиғанлиқи, хәлқ ичидә жиддий қаршилиқ идийилири һәм һәрикәтлири давамлашқанлиқи, Совет иттипақиниң болса бу пурсәттин пайдилинип, йардәм бериш вә қоллаш сийасити қоллинип, қозғилаңчиларниң кәң көләмлик ғәлибә қазинишида бәлгилик ролларни ойниғанлиқиму әмәлийәттур. Әгәр хәлқ кәң көләмлик азадлиқ күришигә атланмиған болса, улар әшу өзлириниң ахирқи нишани болған -азадлиқни қолға кәлтүрүш үчүн женини пида қилиш нийитигә кәлмигән болса, Совет иттипақи һәр қанчә қилсиму, хәлқни қозғийалмайтти һәмдә һеч немигә еришәлмәйтти. Бу йәрдә қорал-йарақла әмәс, бәлки азадлиқ ирадиси вә ғайиси үстүнлүккә игә иди.
Ашкариланған архип һөжжәтлиригә тайанғанда Совет иттипақи тәрәпниң кәңрәк һәрбий йардими вә мунтизим Совет қизил армийисиниң йардәмгә кириши 1945-йили, 5-айда үч йөнилиш жеңи башланғандин кейин болди. Униңғичә болған арилиқта пәқәт аз сандики айрим әтрәтләр шуниңдәк айрим һәрбий инстрокторлар паалийәт қилди. Әтрәтләр биваситә җәңләргә қатнашса, һәрбий инструкторлар Миллий Армийиниң җәңчи-офитсерлирини мунтизим һәрбий мәшқ қилдуруш вә тәрбийиләш билән шуғулланди.
Совет иттипақи тәрәп 1945-йили 1-айдин башлап, қорғаста мәхсус мәктәп ечип, қисқа муддәт ичидә 160 нәпәр төвән дәрижидики офитсерни һәмдә 30 ға йеқин һәрбий радистни тәрбийилигәндин ташқири йәнә бирқисим һәрбий инстрокторларни әвәтип, мунтизим Миллий Армийә қуруш үчүн әскәрләрниң мәшиқ қилишиға йардәм бәрди. Миллий Армийиниң мунтизимлишиш жәрйанида 2-дунйа урушиға қатнашқан Советлик уйғур офитсерлардин Мирзигүл Насироф вә Сәйдәхмәт Өмәроф қатарлиқларму һәрбий тәлим-тәрбийә бериш ишлириға қатнашқан иди[33].

” Сталинниң алаһидә папкиси” дики һөжжәтләрниң бири Берийаниң Сталин вә Молотовқа йоллиған генерал Егнаровниң паалийәтлири вә вәзипилиригә аит доклат болуп, буниңда ” 1945-йили, мартқичә болған арилиқта қозғилаңчиларниң әскәр сани 8300 гә йәтти. Бәлки бу тез көпийип 12 миңға йәткүзилиду. Генерал Егнаровқа уларни тәрбийиләп, җәңгә йариғудәк қилиш, мәркизий жуңго һөкүмитиниң мәзкур районға мунтизим армийиниң 70миң әскирини орунлаштурғанлиқини нәзәргә елип, қорал-йарақларни күчәйтиш, лайақәтлик һәрбий кадирларниң йетишмәсликини һәл қилиш вәзипилири йүкләнди” [34] дәп йезилған иди.

Әнә шу доклаттин көрүвелишқа болидуки, Москва партизанларни тәрбийиләп, уни мунтизим қошунға айландурушқа жиддий көңүл бөлгән болуп, жумһурийәт вақитлиқ һөкүмити баштин — ахири мунтизим Миллий Армийә қуруш арзусида болуп, мунтизим Миллий Армийә қуруш пиланлирини түзүш хизмитигә башта партизанлар баш қомандани вә һәрбий ишлар назири Петир Романович Александровни мәсул қилған болсиму, әмма униң 1945-йили, 17-йанварда Шейифең қошунлири Ғулҗиға қистап кәлгән хәтәрлик пәйттә вәзиписини ташлап Совет иттипақиға қечип кетишкә урунуши билән вақитлиқ һөкүмәт уни вәзипидин қалдурған иди. Вақитлиқ һөкүмәт узун өтмәй Әхмәтҗан Қасимини һәрбий ишлар бөлүмигә мәсул қилип, Миллий Армийә қуруш тәййарлиқ хизмәтлиригә салди. Шуниңдин кейин һәрбий ишлар бөлүминиң башлиқлиқилиқ вәзиписини зиммисигә алған Әхмәтҗан Қасими жиддий түрдә Миллий Армийә қурулуш хизмитигә киришип, алди билән Миллий Армийиниң түзүлмә лайиһиси вә башқа мунасивәтлик пиланларни тәййарлап оттуриға қойди. Әлвәттә, бу чағда 2-дом Әхмәтҗан Қасимиға мәслиһәтчиликкә Совет қизил армийисиниң офитсери, Советлик уйғур Сәйдәхмәт Өмәрофни тәйинлигән болуп, Сәйдәхәмәт Өмәрофниң 2-дом генерали Владимир Степанович Егнаровқа биваситә бойсунушида шәк йоқ иди. Кәспий һәрбий хадим Сәйдәхмәт Өмәрофниң Әхмәтҗан Қасиминиң Миллий Армийә қурулмисиға аит пиланлирини тәййарлашта муһим рол ойниғанлиқини пәрәз қилиш мумкин.

Миллий Армийиниң һәрбий унван, пагон, һәрбий устаф вә қошун түзүлмисиниң Совет қизил армийисидин көп дәрижидә, сабиқ Чар Русийә армийисидин азрақ дәрижидә үлгә алғанлиқида Әхмәтҗан Қасиминиң 2-домниң кәспий һәрбий хадимлириниң тәклипи вә тәшәббусини қобул қилғанлиқини көрүвелиш тәс әмәс. Әйни вақитта жумһурийәт вақитлиқ һөкүмити әзалири Миллий Армийиниң қурулуш лайиһисини музакириләрдин өткүзгәндә, Миллий Армийиниң намини қандақ аташ һәққидиму көп талаш-тартиш қилған. Әхмәтҗан Қасими дунйада мәвжут болған Совет иттипақи , Жуңго, Туркийә , Иран қатарлиқ әлләрниң һәрбий намлири һәм башқа алаһидиликлирини мисаллар билән көрситип, йеңидин дунйаға кәлгән бу мунтизим қошунниң һәр милләтниң пәрзәнт қошуни вә һәр милләтниң мәнпәәтлирини қоғдайдиған армийә болуши лазимлиқи, униң үстигә йәнә елип бериливатқан инқилабниңму миллий азадлиқ һәрикити икәнлики, шуңа уни « Миллий Армийә» дәп аташ лазимлиқидин ибарәт өз лайиһисини күчкә игә қилишқа тиришқан. Гәрчә, һөкүмәт тәркибидики бир қисим әрбаблар тәрипидин Миллий Армийини Түркийиниң усули бойичә “миллий орду” дәп атап, түркчә һәрбий аталғу вә һәрбий системини ишлитиш тәшәббуси оттуриға чиқирилған болсиму, әмма Совет иттипақиниң йардимигә вә қоллишиға еришиватқан миллий азадлиқ инқилабниң буниңдин кейин Совет иттипақиниң техиму зор йардәмлирини вә хәлқаралиқ сийасий қоллашлирини қолға кәлтүрүш үчүн Әхмәтҗан Қасиминиң тәшәббуси тоғра тепилған иди.
Униң үстигә йәнә мунтизим Миллий Армийә қуруш вә уни қоралландуруш мәсилилиридә Совет тәрәп, җүмлидин Москваниң баш мәслиһәтчиси Владимир Степанович Егнаровниң мәслиһәтини қобул қилмаслиқму мумкин әмәс иди. Әхмәтҗан Қасими қатарлиқлар Миллий Армийини Совет қизил армийисиниң үлгисидики мунтизим армийә қилип қуруш чиқишниң көп жәһәтләрдин пайдилиқ икәнликини тонуп йәткәнлики үчүн өз лайиһиси вә тәшәббусида чиң турди. Худди Лавренти Берийа Йосиф Сталинға йоллиған доклатида көрсәткәндәк , Миллий Армийини қуруш вә тәййарлиқтин өткүзүш ишлириға баш һәрбий-сийасий мәслиһәтчи Егнаров биваситә арилашқан иди.

1945- Йили, 3-айдин башлап, мунтизим армийә қуруш ишлири жиддий тутуш қилинип, партизан әтрәтлири өзгәртилип, партизанлар вә партизан командирлири мунтизим армийиниң офитсер — әскәрлиригә айландурулди. Шуниңдәк, жумһурийәт вақитлиқ һөкүмитиниң 1945-йили, 2-феврал күни елан қилған 19-номурлуқ һәрбий ишлар қарари бойичә 20 йаштин 45 йашқичә болған пуқралар әскәргә қобул қилинип, Совет һәрбий инструкторлири вә йәрлик командирлар тәрипидин мәшиқ қилдурулди. Қисқа муддәт ичидә Чилпәңзидә тәрбийиләнгән бир қисим төвән дәрижилик офитсерлар һәр қайси қошунларға тәқсим қилинди һәмдә йәнә давамлиқ түрдә үч айлиқ офитсер тәрбийиләш курси ечилди.
Көрүвелишқа болидуки, 1945-йили, април айлирида сани тәхминән 15 миң болған[35] мунтизим Миллий Армийиниң йәттә атлиқ вә пийадә полки, үч атлиқ вә пийадә мустәқил баталийони, бир зәмбирәкчиләр баталийони һәм бир атлиқ мустәқил ескадрониниң җәңгивар вә мунтизим һалда Жиң, Шихо, Тарбағатай вә Алтайни өз ичигә алған Тәңри тағлириниң шималидики жайларға орунлаштурулған гоминдаңниң үч дивизийигә йеқин мунтизим һәрбий күчини тармар қилип, үч вилайәтни толуқ азад қилишида һәмдә қошунниң 1946-йили, 6-айғичә болған арилиқта давамлиқ көпийип, тәхминән 30 миң кишилик армийигә айлинишида Совет иттипақиниң йардимини бир чәткә қайрип қойушқа болмайду. Үч айлиқ мунтизимлишиш, қаттиқ һәрбий мәшиқ вә һәрбий тәййарлиқ өмридә милтиқ тутуп бақмиған уйғур деһқан йашлири вә қазақ чарвичилириниң роһидики қәһриманлиқларға техиму зор күч қошуп, уларниң гоминдаңниң әң илғар қорал-йарақлири билән қоралланған, Йапонийә армийиси билән җәң қилип, тәжрибиләргә игә болған мунтизим қошунлирини, йәни ғәрбий шималниң йәрлик падишаһи һесабланған милитарист Ху Зоңнәнгә тәвә 29- гурупповай армийиниң йеңи 2-корпусини битчит қилип ташлийалишида муһим рол ойниди. Әмма, шу нуқтини әскәртиш зөрүрки, әгәр батур әскәр болмиса, қомандан қанчә җәңгә маһир вә йуқири һәрбий тәлим-тәрбийигә игә болсиму бикар. Гоминдаңниң йеңи 2-корпус қомандани генерал лейтинант Ли Тежүн, йеңи 45-дивизийә командири генерал майор Шейифең вә генерал майор Гучи, запас7-дивизийә командири Ли Йүшаң, йеңи 45-дивизийиниң полк командирлиридин Ху Венси вә башқа полковниклар һәмдә баталйонвә рота командирлириниң көпинчиси хуаңпу һәрбий мәктипини пүттүргән кәспий офитсерлар иди. Буларниң узун мәзгиллик җәң қилиш тәжрибиси бар болуп, уларниң бәзилири Жаң Жешиниң 1927-йили, шималға йүрүш қилиш, 1928-1937-йиллири арисида жуңго қизил армийисини қоршап йоқитиш урушлириға һәмдә 1937-йилидин кейин Йапонға қарши туруш қатарлиқ урушларға қатнашқан шуниңдәк көплигән җәңләргә қоманданлиқ қилған кона һәрбий командирлар вә генераллар иди. Бирақ, улар уйғур, қазақ, қирғиз, татар, моңғул, туңган вә рус партизанлири һәм командирлириниң қолида йеңилипла қалмастин, бәлки йәнә 1945-йили, 5-айдин кейин мунтизим Миллий Армийиниң қолидиму давамлиқ мәғлуп болди. Гоминдаң һөкүмити амалсизлиқтин <> әнәниси бойичә гәнсудики Ма Буфаңниң қоманданлиқидики туңган вә сала қатарлиқ мусулман милләтләрни асас қилған атлиқ 5-корпусни йөткәп келип, мусулманларни мусулманлар арқилиқ йоқатмақчи болди.

Гоминдаң армийисиниң Или, Тарбағатай вә Алтайдики пажиәлик мәғлубийәтлиридә түрлүк амил мәвжут бар. Буниңдики асаслиқ сәвәб, гоминдаң офитсер вә әскәрлири қорқунчақ, өлүмдин қорқидиғанлиқи, уларда йәрлик хәлқләрни дүшмән һесаблаш, уларни кәмситиш, һақарәтләш хаһиши күчлүк иди. Шу сәвәбтин улар барлиқ уруш жәрйанида уйғур қатарлиқ йәрлик милләт хәлқиниң һимайисигә еришәлмәй, арқа сәпсиз қалди.

Гоминдаң офитсерлири техиму шундақ болуп, өз әскәрлириниң өлә-тирилишигә қаримай, өзлириниң женини сақлашни ойлайтти. Бу хил йәкүнни әйни вақиттики гоминдаң армийисиниң офисерлиридин бири Ду Шезоңму шундақ чиқарған иди(36).
Шуниң билән бир вақитта йәнә йәрлик муһит вә һава килиматиға көнәлмигән гоминдаң әскәрлири вә командирлири өзлиридики йуқириқи бир қатар кәмчилликлири билән қошулуп, партизанлар вә кейин мунтизим Миллий Армийиниң зәрбилиригә мутләқ тәң келәлмиди. Гоминдаң офитсер-генераллири болса өзлириниң бу мәғлубийитини Совет иттипақиға дөңгәп, һә- десила өзлирини Совет қизил армийиси билән җәң қилған, өзлириниң рәқиблириниң йәрлик партизанлар әмәс, бәлки мунтизим Совет иттипақи қизил армийиси икәнликини пәдәзләп, өзлиридин йуқири баш қоманданлиқ шитаблириға мәлумат йоллап, өзлирини жазаға тартилиштин сақлап қелишқа урунди.

Мундақ көптүрмә доклатлар, йалған мәлуматлар, Һәрәмбағни мудапиә қилған генерал майор Ду Дефудин тартип, башта Ғулҗа әтрапида, кейин Шихода мәғлуп болған йеңи 45-дивизийә қомандани генерал майор Ше Йифең, Кәңсай урушида мәғлуп болған запас 7-дивизийә командири генерал майор Ли Йүшаң, 45-дивизийиниң 3-полкиниң командири полковник Ху Венси, Һәрәмбағни мудапиә қилған полковник Сав Рилиң, Жиңда мәғлуп болуп әсиргә чүшкән генерал майор Гучи һәтта миллий азадлиқ инқилабни бастуруштики һәрбий һәрикәтләргә баш қоманданлиққа тәйинлинип, 1944-йили,12 -айдин 1945-йили, 9-айғичә болған арилиқтики барлиқ һәрбий һәрикәтләргә қоманданлиқ қилған йеңи 2-корпус қомандани генерал лейтинант Ли Тежүн қатарлиқларниң қәлими биләнму 8-уруш райони қомандани Жу Шавлйаң вә башқиларға йолланған иди.

Бу хил көптүрүлгән телеграммилар вә мәлуматлар гоминдаң тарихчиси Жаң Дажүнниң «Шинжаңдики 70 йиллиқ боран-чапқун» намлиқ китабидин орун алған.
Һәқиқәтән, Совет иттипақиниң партизанларға вә Миллий Армийигә йардәм бәргәнлики раст, әмма бу йардәмләрниң чәклик болғанлиқи, һәргизму мәғлуп болған гоминдаң офитсерлириниң йалған вә көптүрмә учурлирида ейтилғандәк болмиғанлиқиму һәқиқәт. Совет иттипақи әйни вақитта өзиниң хәлқаралиқ абройи, Америка вә Әнглийә қатарлиқ иттипақдашларға бәргән вәдилири үчүн һәргизму Или инқилабини ашкара қоллимиған болуп, өз йардәмлирини мутләқ мәхпий түрдә көрсәткән иди. Шуниң үчүн Москва зор сандики Совет қизил армийә қошунлирини гоминдаң армийиси билән биваситә җәң қилишқа әвәтмигән болуп, пәқәт айрим әтрәтләр вә йаки офитсерларни партизанлар һәм мунтизим Миллий Армийиниң тәркибидә җәң қилишқа әвәткән. Буларниң саниму көп әмәс иди. Бу Совет иттипақиниң 1934-йили, вә 1937-йили мунтизим қошунлиридин НКВД ниң Алмута 13-атлиқ полки қатарлиқ полк дәрижилик қошунни биваситә өлкигә киргүзүп туңган вә уйғур қошунлири билән җәң қилдурғиниға охшимайтти.

Һәтта мәхпийәтлик сәвәбидин Совет иттипақи мәхсус органлири Илиға әвәткән атлиқ партизанларниң кийимлири, ишләткән қораллириғичә алмаштуривәткән һәмдә хадимларниң йанлиридики әсли Совет иттипақиға мәнсуп болған кимлик кинишкилири вә бәлгилирини йиғивалған болуп, уларниң өзлириниң Совет иттипақидин кәлгәнликини йәрлик кишиләргә ейтишиму чәкләнгән иди. Бирақ, мунтизим Миллий Армийә қурулғандин кейин, командирлар тәркибидики йәрлик командирлар кимниң Совет иттипақидин кәлгәнликини билгән болсиму, әмма интизам түпәйлидин давраң селинмиғанлиқи мәлум.

Совет иттипақи мәйли хәлқара сорунларда вә йаки гоминдаң рәһбәрлири билән болған сөһбәтләрдә һечқачан өзиниң Или инқилабиға һәрбий йардәм бериватқанлиқини етирап қилған әмәс. Москва баштин ахири буни йәрлик хәлқниң хата сийасәт кәлтүрүп чиқарған азадлиқ күриши вә қозғилиңи икәнлики, буниң билән Совет иттипақиниң һеч бир алақиси йоқлуқини тәкитлигән. Бирақ, етирап қилиш лазимки, Совет иттипақи һөкүмити өзлирини қозғилаң билән алақиси йоқ дегән билән бәрибир мәхпий түрдә Миллий Армийини чәклик дәрижидики һәрбий инструктор, офитсер вә җәң қилғучи хадимлар һәм қорал-йарақ, оқ-дора вә һәрбий әшйалар билән тәминләшни таки 1945-йили 10-айғичә давамлаштурди һәмдә бирақла өз адәмлири, қорал-йарақ вә оқ –дорилирини елип чиқип кәтти. Бу қораллар вә оқ-дорилар һәм хам әшйаларниң бир қисими башта йеза игилик вә деһқанчилиқ мәһсулатлири билән алмашурулған иди. Чүнки, инқилаб башланғанда Совет қизил армийиси Йавропада җәң қиливататти, Совет иттипақи үчүн ашлиқ, мал-чарва, хам әшйа қатарлиқ түрлүк мәһсулатлар керәк иди. Шуниң үчүн Совет иттипақи қорал-йарақлириниң бир қисимини бикарға бәрмиди һәмдә содини йолға қойуп, Или, Чөчәкниң содигәрлириниң шуниңдәк йәрлик мәһсулатларни Совет иттипақиниң йеник санаәт мәһсулатлири билән алмаштуруши үчүн йол ачқан иди.
Миллий Армийә артилирийә дивизийониниң командири Әсиһәт Тейипофниң 2004-йили сөзләп беришичә, һәтта Совет иттипақи һәрбий мутәхәссислири Миллий Армийиниң артилирийә дивизийонини қуруш үчүн Кәңсайда 1945-йили 3-айдин башлап рәсмий тәрбийиләшкә киришкән болуп, 3- 4айлиқ тәрбийидин кейин Миллий Армийиниң артилирийә дивизийони қуруп чиқилип, Жиң вә Шихо урушлириға қатнашқан иди. Совет иттипақиниң һәрбий йардәмлири үчүн вақитлиқ һөкүмәт рәиси Әлихан Төрә 1945-йили май ейида мәхсус Москва хәт йезип, Совет һөкүмитиниң көрсәткән йардәмлиригә рәһмәт билдүргән[37].
Шуниңдин кейин йәнә Совет иттипақи компартийиси мәркизий комитети 1945-йили 6-айда қозғилаңчиларға йардәм берип, Миллий Армийини мустәһкәмләш үчүн қизил армийиниң 500 нәпәр офитсери вә 2000 нәпәр әскирини әвәткән[38]. Совет иттипақи дөләт бихәтәрлик ишлириниң мәсули Лавренти Берийа мәркизий комитет сийасий бийоро әзаси вә ташқи ишлар комиссари Вичеслав Молотовқа йазған доклатида ” Шинжаңдики мусулманларниң қозғилаң һәрикәтлиригә қатнишиш үчүн қизил армийиниң офитсер вә әскәрләрни йәткүзүш әмәлгә ашурулди” дәп мәлумат бәргән[39].

Бирақ, бу қошунларниң қайси җәңләргә қандақ шәкилдә қатнашқанлиқи ениқ әмәс.
Лекин, һазирғичә мәлум болған учурлар көрсәттики, Шихо вә Жиңдики җәңләр Миллий Армийиниң әң шиддәтлик урушлири болуп, бу урушларға Миллий Армийиниң барлиқ күчи вә барлиқ қисимлири селинған иди. Һазирғичә мәхсус Совет қизил армийисиниң айрим бир баталийони вә йаки бир полкиниң Жиң вә йаки Шихо уруш мәйданида өз алдиға җәң қилғанлиқи һәққидә мәлумат йоқ.

Пәрәз қилишқа болидуки, мәзкур 500 офитсер вә 2000 әскәр бәлки Миллий Армийиниң шималий вә оттура йөнилиштики, бәлки асаслиқи оттура йөнилиштики қисимлириниң арисиға чечиветилгән болуши, офитсерларниң болса, һәр қайси қисимларниң һәр дәрижилик командирлиқ вәзипилирини атқурған болуши еһтималға йеқин, әгәрдә Совет қизил армийиси айрим полк вә йаки айрим баталийон салаһийитидә җәң қилған болса буниң асанла сиртқа билинип қелиши мумкин иди.
Демәк, көрүвелишқа болидуки, Совет иттипақиниң бираз кәң көләмлик йардими Миллий Армийә қурулуп, рәсмий үч фронт бойичә җәң қилишқа киришкәндә болған. Мундақ болушидики сәвәб, Жиң вә Шиходики икки дивизийә гоминдаң қошунлирини мәғлуп қилиш үчүн Миллий Армийини техиму күчәйтиш зөрүр иди. Берийа өз доклатида гоминдаңниң бу өлкигә <>ни алаһидә әскәртиши тәсадипий әмәс. Бу вақитта Миллий Армийиниң қоманданлиқ шитабида түзүлидиған һәрбий һәрикәт пиланлири, уруш хәритилири вә башқа һәрбий ишларға мунасивәтлик хизмәтләргә Совет иттипақиниң һәрбий хадимлириниң қатнашқанлиқи һәтта муһим рол ойниғанлиқи шүбһисиз. Сопахун Совуроф өз әслимисидә Миллий Армийә қоманданлиқ шитабида пүтүнләй дегүдәк Советликләрниң болғанлиқи һәққидики учури дәл әнә шу йуқирида қәйт қилинған мәлуматлар билән мунасивәтликтур. Сопахун Совурофниң бу мәлуматлири Миллий Армийә шитаб тәркибини чүшиништә муһим пайдилиниш қиммитигә игә.

4. Сопахун Совуроф қәлими астидики Ақсу уруши вә Совет иттипақи

Сопахунниң әслимисидә, вақитлиқ һөкүмәт вә Миллий Армийә қоманданлиқ шитаби уни Ақсуда партизанлиқ уруши қилишқа бәлгиләйду. У Миллий Армийә шитабиниң орунлаштуруши бойичә у Ақсуға бериш йоллирини вә мунасивәтлик мәсилиләрни муһакимә қилиш үчүн Искәндәр билән көрүшиду. Искәндәр уни Текәс полкиға елип бариду. У йәрдә Ноғайбайеф, Искәндәр қатарлиқлар билән Ақсуға бериш һәрбий һәрикәт мәсилилирини муһакимә қилиду.

Сопахунниң әслимисидики байанлардин көрүвелишқа болидуки, Сопахун башлиқ 100 дин артуқ гоминдаңниң уйғур әскәрлири хил қорал-йарақлири билән Миллий Армийә тәрәпкә өткән болсиму, әмма улар бир мәзгил гуман билән көзитилиду.  Баш қомандани Иван Паленов уларниң қораллирини йиғивелип, тарқақлаштуриветиду. Һәтта штабтики бир Советлик полковник дәрижилик офитсер униңдин гуманлиқ соал сорайду.

Сопахун Совуроф әтритиниң бир мәзгил гуман астида болғанлиқи Зийа Сәмәдиниң ”Әхмәт әпәнди” намлиқ һөжжәтлик биографик романидиму әслитилип өтүлгән болуп, униң йезишичә, қоманданлиқ шитабидики «Ақ баш» ләқәмлик Советлик мәслиһәтчи Сопахун әтритигә һәмдә униң партизанлириниң жәнубқа әвәтилишигә гуманлиқ қарайду. Мундақ гуманниң асаслиқи Совет офитсерлири , болупму 2-дом тәрипидин болғанлиқини пәрәз қилиш мумкин.

Шуни, әскәртиш керәкки, Сопахун, Қасимжан Қәмбири вә Абдукерим Аббасоф қатарлиқ әсли келип чиқиши жәнублуқ болған кишиләрниң һәрбий-сийасий мәсуллиқида 200 кишилик партизан әтритини (сийасий тәшвиқат вә сода-арқа сәп хадимлириму өз ичидә) Ақсу тәвәсигә чүшүрүши вақитлиқ һөкүмәтниңла пилани болмастин бәлки Миллий Армийә шитаби вә 2-домниң пилани дәп ейтишқа болиду. Чүнки, бу вақитта Миллий Армийиниң асаслиқ һужум нишани Жиң вә Шиходин ибарәт оттура йөнилиш болуп, әгәрдә оттура йөнилиштә ғәлибә қилинса, шимал вә жәнубий йөнилишниң ғәлибисини қолға кәлтүргили болатти. Жиң вә Шихо линийисигә гоминдаң армийисиниң асасий күчи орунлаштурулған болуп, бу икки нуқта Миллий Армийиниң пүтүн уйғур елини азад қилип, гоминдаң қошунлирини шиң шиңшадин қоғлап чиқиришиниң ачқучи иди. Әмма, йәнә бир хәтәр шуки, Миллий Армийә пүтүн күчини шимал вә оттура йөнилиштики урушқа селип, Ғулҗини өз ичигә алған арқа сәпләрдә әскәр қалмиған мундақ әһвал астида Ақсу, Қәшқәр вә Кучардики гоминдаң қошунлири күчини топлап муздаван арқилиқ Илиға һужум қилип, Миллий Армийиниң арқа сепини бөсүп ташлиши мумкин иди. Мундақ назук әһвал астида қоманданлиқ шитаб Сопахун әтритини Ақсуға әвәтип, партизанлиқ уруши қилип, дүшмәнни өзигә жәлип қилип туруш арқилиқ оттура йөнилиш урушиниң ғәлибисини қолға кәлтүрмәкчи болди. Мәзкур истратегийилик әһмийити интайин йуқири болған бу һәрбий һәрикәткә 2-дом генерали Владимир Степанович Егнаровниң алаһидә әһмийәт бериши шуниңдәк униң Москвани хәвәрдар қилиши тәбиий иди.

Сопахунниң байан қилишичә, Ақсудики партизанлиқ һәрикәтниң интайин муһимлиқини баш қомандан Паленов өзи биваситә тәкитләйду һәмдә вәзипә тапшуриду.
Ақсудики бу һәрбий һәрикәтниң әһмийитиниң әнә шундақ наһайити муһимлиқи түпәйлидин 2-дом мәхсус түрдә йуқири дәрижилик икки һәрбий хадим Закир төрә билән Искәндәр әпәндини Сопахун әтритигә баш мәслиһәтчиликкә тәйинлигән иди. Совет иттипақи Н К ВДси ( хәлқ ички ишлар комиссарийати)ниң подполковник дәрижилик мәзкур икки офитсери биваситә генерал Егнаровқа бойсунидиған болуп, Закир төриниң кейин йезип қалдурған Ақсу уруши һәққидики әслимисидә өзиниң вә Искәндәрниң бу вәзипигә Владимир Степанович тәрипидин тәйинләнгәнликини йазиду. Униң нәзиридә Миллий Армийә баш шитаби әмәс, бәлки Владимир Егнаровла мәвжут иди. Закир әслимисидә йуқириниң Сопахун әтритини өзиниң рәһбәрлики астиға  тапшурғанлиқини шуниңдәк әтрәтни Ақсуға узитиш мурасими ахирлашқандин кейин дәрһал Ғулҗиға қайтип, әһвални Владимир Степановичқа доклат қилғанлиқини йазиду. У йәнә өзиниң бурунла Ақсуға мәхпий адәмләрни әвәткәнлики, Әлихан төригә тәшвиқат чақириқлирини йаздуруп, бу тәшвиқатларни Ақсу тәвәсидики мәсчитләргә ташлатқанлиқини байан қилиду.

Сопахун үчүн өзи билән биргә Ақсуға чүшкән Закир вә Искәндәр дегән кишиләр өз һәрикитигә әң тәсир көрсәткән шәхсләрдур. Болупму Сопахун билән закирниң биваситә һәрбий һәмкарлиқ мунасивити болуп, у Закир билән болған мунасивәт һәққидә бирқәдәр көпрәк байан қилиду. Ақсудин чекиниш буйруқи келип, партизанлар чекинип, қорғанға келип , 10 күндин артуқ вақит туруп қалиду. Закир төрә бу вақитта қорғанда мәхсус радио алақә понкити қуруп, өзиниң рус радисти билән туратти. Сопахун қорғанда униңдин Ақсудин немә үчүн чекингәнликниң сәвәбини сориғанда, у ” билмәймән” дәп жаваб берип, бу мәсилидин өзини қачуриду. Шуниңдәк у Сопахундин Ақсу әтрапиға Ма Буфаңниң қошунлириниң кәлгән йаки кәлмигәнлик әһвалини ениқлашни тәләп қилиду. Сопахун ибрайим ахун исимлик кишини әвәтип, 5-корпусниң техи Ақсуға кәлмигәнлики , әмма пат йеқинда келидиғанлиқи вә Ғулҗиға һужум қилиши мумкинликигә аит учурни игиләп йәткүзиду. Бу учур закирни интайин хушал қиливетиду.

1945- Йили, 12-айда Сопахун Ғулҗиға қайтқандин кейин, закирниң тәклипи билән униң өйидә 1946-йилиниң йеңи йилини бирликтә күтүвелиш мурасимиға қатнишиду. Сопахунниң йезишичә, бу йәрдики сорундикиләрниң һәммиси дегүдәк Советлик офитсерлар вә генераллар болуп, буларниң арисида искәндәрму бар иди. Искәндәр Ақсуға барған Сопахун, қасимжан қәмбири вә сидиқ һажилар билән бу йәрдә қучақлишип көрүшиду. Меһмандарчилиқ таза қизип, һарақлар йетәрлик ичилгәндин кейин, Закир Сопахунни айрим ханиға башлап, униңға өзлириниң немә үчүн Ақсудин чекинишиниң сәвәбини һечкимгә ейтмаслиқ шәрти билән сөзләп бериду. Униң ейтишичә, Ақсудики урушни тохтитиш биваситә Москва арқилиқ или баш қоманданлиқ шитабидин кәлгән. Или шитаби Москваниң телефонини тапшурувалғандин кейин Ақсудин чекиниш буйруқини чүшүргән. Закир йәнә Сталин билән жаң кәйшиниң пүтүшкәнлики, әмди уруш болмайдиғанлиқини ейтип бериду[40]. Сопахунниң йезишичә, мана бууниң Закир төрини вә искәндәрни ахирқи бир қетим көрүши болуп, шуниңдин кейин у Закир вә искәндәрни иккинчи қетим көрмигән.

Шуни әскәртишни мувапиқ таптимки, партизанлар байни ишғал қилғандин кейин, партизан рәһбәрлири икки нәпәр Советлик һәрбий мәслиһәтчи Закир билән искәндәрләрниң қатнишиши билән урушни Ақсу шәһири әтрапиғичә кеңәйтиш, муз даван йолини ечиш мәсилисини муһакимә қилиду. Ахири алди билән қорғанни азад қилип, муз даван йолини ечиш қарар қилиниду.
Закир төрә Ақсу уруши вә Сопахун һәққидә йазған қисқа әслимисидә әслидә партизанларниң Ақсу әтрапиға бериш вә Ақсуға һужум қилиш нийити болмиғанлиқи, қорғанни азад қилғандин кейин, үмид туғулуп, инқилабни кеңәйтиш қарариға кәлгәнликидин ибарәт партизанларниң йеңидин чиқарған бу қарарини владимир степановичқа йәткүзүп, өзи вә искәндәрниң Ғулҗидин йардәм елиш үчүн кәткәнликини йазған .
Бу вақитта партизан рәһбәрлири арисида кучарға һужум қилиш, қорғанға һужум қилиш вә учтурпанға һужум қилиш һәмдә Ақсуға һужум қилиштин ибарәт бир қанчә таллаш бар болуп, улар узақ талаш-тартиш қилған һәмдә абдукерим аббасофниң учтурпанни азад қилип, буйәрни базиға айландуруш, әгәрдә мәғлуп болса учтурпан арқилиқ Совет иттипақиға чекиниш һәм у йәрдин йардәм елиш тәклипи мәзкур Совет мәслиһәтчилири тәрипидин сүкүт ичидә қарши елинмайду. Көрүвелишқа болидуки, Совет мәслиһәтчилири аббасофниң бу тәклипини бу инқилабниң Совет иттипақиниң йардимигә еришкәнлик сирини ашкарилап қойушқа елип келиду дәп чүшәнгән. Сопахунниң ейтип беришичә, Советлик бумәслиһәтчиләр өзлириниң әсиргә чүшүп қелишидин бәк әнсирәйтти. Закир билән Искәндәр партизан қоманданлириниң Ақсуға һужум қилиш пиланини мувапиқ дәп қарап , алди билән Ғулҗидин рухсәт сораш қарариға кәлгән иди. Закирниң әслимисидә ейтилишичә, әслидә уларға Ақсуға һужум қилип,алтә шәһәрдә кәң инқилаб қозғаш вәзиписи берилмигән. Униң йезишичә, буниң үчүн генерал егнаровниң разилиқини елиш керәк иди. Шуни әскәртиш керәкки, униң әслимисидә бу мәсилисини қарар қилидиған адәм йәнила егнаровтур. Бирақ, у Ғулҗидин хәвәр елип кәлгичә Сопахунлар Ақсу вә конишәрләргә һужум қилип, бу жайларни азад қилип болди. Әмма, Ақсуға қилған биринчи қетимлиқ һужум мувәппәқийәт қазиналмиди һәтта конишәһәрдә Ақсудики гоминдаң күчлири билән учтурпандин кәлгән 300 дәк қошунниң бирлишип қилған һужумиға учриди. Дүшмәнниң йалған тәслим болғанлиқ һийлисигә алданған, уруш тәжрибисигә игә әмәс, йаш абдукерим аббасофниң Сопахунниң тәклипини рәт қилип, дүшмәнгә оқ чиқармаслиқ буйруқи бәргән иди. Дүшмән партизанларға йеқинлишивелип бирақла һужум қилди ,нәтижидә, партизанлар Ақсу тәвәсигә чүшкәндин кейин тунжи қетим әң еғир бир зәрбигә учриди. Буниң хәлқ вә җәңчиләр ичидики тәсири наһайити йаман болди[41]. Партизанлар қайтидин Ақсу шәһиригә кирип, қоршашни давамлаштурди вә йиғин ечип, вәзийәтни муһакимә қилди. Бу вақитта илидики Миллий Армийә шитаби Ақсу шәһирини азад қилиш жеңигә йардәм бериш үчүн көлими чоңрақ һечқандақ әскири күч әвәтмигән болуп, Сопахун буниң сәвәбини мундақ дәп йазиду:

” Бизниң күчимиз аз, йардәм техи йетип кәлмиди. Йардәмгә кәлмәсликиниң сәвәби бәлки биз маңғанда, силәр жәнубий шинжаңға өтүп, дүшмән қошунлириниң или тәрәпкә өтүшини қаттиқ тосайсиләр, разветка, партизан уруши қилип, дүшмәнни сарасимгә селип турисиләр, дегән иди. Бирәр шәһәрни алисиләр дәп тапшурмиған , шуңа улар бизни партизанлиқ уруши қиливатиду дәп қарап йардәмгә қисим әвәтмигән болуши мумкин” [42].

Закир өзиниң әслимисидә ” биз, мән вә иван иванович, бир қанчә йаридар вә қурбанжан Сопахунни әтрәт билән қорғанда қалдуруп, музарт давини арқилиқ текәс вадисиға кәттуқ. Сопахунға йардәмчи қошун кәлмигичә қорғанни қоғдап туруш буйруқи берилди” дәп йазған[43]. Улар қалмақ күрәгә кәлгәндин кейин, өзара мәслиһәтлишип, владимир степановичқа мәлум қилмай турупла, шуйәрдики карилов командирлиқидики моңғуллар полкидин бир ескадронни Сопахунға йардәмгә әвәтиду. Закир Сопахунларниң бу моңғул ескадрони билән Ақсуға һужум қилғанлиқини әсләйду. Сопахунниң әслимисидин мәлум болушичә, Сопахун , бу кичик әтрәтни илидики баш шитаб әвәтти дәп хата чүшинип қалған. Әмәлийәттә, буларни Закир билән Искәндәр әвәткән болуп, баш шитаб кейин хәвәр тапқан.
Искәндәр вә Закир төрә Ғулҗиға қайтқандин кейин, или Миллий Армийә шитаби вәзийәттин хәвәрдар болиду. Пәқәт бир ескадрон әскәрни тәләмәт арқилиқ Бай әтрапиға әвәтип, Кучардин келидиған дүшмәнни тосушқа салған. 9-Айниң бешида йәнә икки ескадрон Әлихан төриниң оғли Асилхан вә Мирзигүл Насироф қатарлиқларниң мәсуллуқида йардәмгә кәлгән болуп, булар Тәләмәт давини арқилиқ өткән һәмдә Бай вә Кучар әтрапида җәң қилғандин кейин, уларниң бир ескадрони шу әтрапта қалдурулуп, Асилхан вә Мирзигул башчилиқидики әтрәт Жамға келип, у йәрдә Сопахун әтрити билән бирләшкәндин кейин қайтидин Кона шәһәргә һужум қилип, Ақсуни қоршавға алди.

Мирзигул вә Асилхан башчилиқидики бу әтрәтниң тәркибидики икки ескадронда теги Өзбекистанлиқ уйғурлардин, Совет қизил армийисиниң офитсерлиридин Кочқароф вә Йәттә Сулуқлардин Мирзигүл Насироф қатарлиқ командирлар бар иди. Мәлум болушичә, азғина бу йардәмчи ескадронларни Әлихан Төрә Ақсуниң әһвалидин хәвәр тепип, өзи биваситә буйруқ билән әвәткән болуп, әмәлийәттә бу Ғулҗидики жумһурийәт һөкүмитини муһапизәт қилидиған муһапизәт баталийонидин ибарәт иди. Сопахунниң йезишичә, мәзкур муһапизәт әтритидә көп санда өзбек пәрзәнтлири болған икән. Әлвәттә, буниңда уйғурларниң йәнила асаслиқ салмақни игиләйдиғанлиқи тәбиий. Әйни вақитта Ғулҗа шәһиридә бу баталийондин башқа йетәрлик күч йоқ болуп, һәммиси алдинқи сәптә иди.

Шу вақитта йәнә Или баш шитаби Сопахунға йардәм бериш үчүн Советлик офитсер, подполковник Динискофниң башчилиқида он нәччә рус, өзбек, уйғур вә қирғиз офитсерларни әвәтти. Буларниң бәзилири партизан шитабиға, бәзилири ескадронларға командир вә йаки муавин командирлиқ вәзиписигә орунлашти. Буларниң ичидә 2-дунйа урушиға қатнашқанларму бар иди[44]. Ақсуға кәлгән бу Советлик мәслиһәтчиләрниң әң йуқири унванлиқи подполковник Дисиникоф болуп, у Искәндәр вә Закир қатарлиқларниң вәзиписини тапшуривалған иди. Әмма, Дисиникофниң паалийәтлири һәққидә көп учурлар йоқ. Бирақ , партизанларни Ақсудин чекиндүрүш вә Совет иттипақиниң қораллирини йиғивелип елип кетиштә униң роли чоң болуши тәбиий. Дисиникоф башчилиқидики мәслиһәтчиләр әтритиниң Ақсу җәң мәйданида һечқандақ көрүнәрлик роли болмиған болуп, 2-қетимлиқ мәслиһәтчиләрниң әвәтилиши әмәлийәттә Сопахун, Қасимжан Қәмбири, Абдукерим Аббасоф вә кейин қошулған Асилхан һәм Мирзигүл қатарлиқ командирларниң паалийәтлирини назарәт қилиштин ибарәт болса керәк. Болупму, Әлихан төриниң өз оғли Асилханни Мирзигүл Насироф билән қошуп биваситә Ақсуға әвәтиши 2-домни биарам қилған болуши еһтималллиқа уйғун.

Қисқиси, Миллий Армийә қоманданлиқ шитабиниң Ақсуға чүшкән атлиқ партизан әтритиниң икки айдин артуқ вақит елип барған урушлири жәрйанида әвәткән йардәмчи қошуни илгири-кейин бир баталийонға йәтмәйдиған әтрәтләр болуп, партизанлар йәрлик пидаийларниң көпләп қошулушини қолға кәлтүргән болсиму, әмма уларни қорал-йарақ билән тәминләштә қийналди. Униң үстигә йәнә улар Ақсу әтрапида җәң қилиш вә Ақсуни қоршаш жәрйанида пәқәт гоминдаң қошунлиридин олжа алған оқ-дориларғила тайинишқа мәжбур болған болуп, Сопахун қатарлиқ рәһбәрләр Илиға адәм әвәтип йардәмчи қошун вә оқ-дора әвәтишни бир қанчә қетим тәләп қилған болсиму, әмма Илидики қоманданлиқ шитаби буниңға қулақ салмиди. Шу сәвәбтин партизанларниң оқ-дорилирини азлап, қийин әһвалға чүшүп қалди. Асилхан бу һәқтә мундақ дәп йазиду: «Өзимиздики барлиқ оқлар санақлиқла қелип, һужумни давамлаштуралмай, тәкрар музаратқа оқ сорап адәм әвәттуқ. Әвәткән адәмлиримизни йәнә қуруқ вәдиләрни қилип қайтурди [45]». Униңдин башқа йәнә партизанлар шитаби Ақсу сепилиниң астиға партлатқуч дориси көмүп, сепилни партлитиш арқилиқ шәһәргә һужум қилип кириш үчүн мәхпий ләхмә колап сепил түвигичә әкилип, Ғулҗидин партлитиш дориси келишини күткән болсиму, әмма партлитиш дориси йетип кәлмигән. Партизан рәһбәрлири партлитиш дориси вә оқ-дора тәләп қилип, ахирқи қетим адәм әвәткән болсиму, Музарт давинида туридиған Миллий Армийә шитабиниң вәкиллири ғайип болғанлиқи үчүн бу ишму бикар болған[46].

Миллий Армийә баш шитаби бир ай әтрапида давамлашқан Ақсуни қоршап һужум қилиш урушиға бирәр полк дәрижилик қошун вә йаки бирәр минамйотчилар ротиси һәм еғир қоралларни әвәтмигән иди. Булардин башқа йәнә зор сандики пуқралар пидаий болған болсиму, әмма уларға Или тәрәптин қорал-йарақ вә оқ-дорилар йетәрлик дәрижидә әвәтилмигәнлики үчүн қораллиниш әһвали начар иди. Әмәлийәттә, 9-айниң оттурлирида Миллий Армийиниң дәрһал қошун ажритип, Ақсуға һужум қилиш мумкинчилики шәкилләнгән болуп, Миллий Армийә 7-айниң 31-күни Чөчәкни, 9-айниң 5-күни Алтайни, 9-айниң 8-күни Шихони, 9-айниң 8-күни Жиңни азад қилип, үч вилайәт бир гәвдигә айлинип болған иди. Миллий Армийә шитабиниң бу вақитта Ақсуни қоршап турған партизанларға бир әмәс, һәтта икки полк әвәтиш мумкинчилики тамамән бар иди. Әмма, Ақсуни қоршап йатқан партизан командирлири вә һөкүмәт вәкиллири, һәтта Ғулҗидики жумһурийәт һөкүмитиниң рәһбәрлириму бу вақитта Сталин рәһбәрликидики Совет иттипақи компартийиси мәркизий комитети сийасий бийорисиниң 14-авғуст күни Совет-жуңго достлуқ шәртнамиси имзалап, өзлириниң Йалта келишимидә еришкән имтийаз-мәнпәәтлири Нәнжиң һөкүмити тәрипидин капаләткә игә қилинғандин кейин, Миллий Армийиниң һужумлирини тохтитиш һәм <> һөкүмитини Нәнжиң һөкүмити билән сөһбәт өткүзүшкә қистап, өлкилик бирләшмә һөкүмәт қуруш қарариға кәлгәнликидин бихәвәр иди. Сталин һөкүмити Миллий Армийә қошунлириниң Манас дәрйаси бойиға кәлгәндин кейин, барлиқ һәрбий һәрикәтләрни тохтитишини буйруқ қилғандин кейинла Әлихан төрә башлиқ қозғилаң рәһбәрлири вәзийәт вә Москваниң мәқситини чүшинип йәткән иди. Әлихан Төрә Миллий Армийә баш қомандани Иван Паленовқа Үрүмчигә һужум қилиш буйруқи бәргән болсиму, әмма Паленов униң буйруқини ижра қилишни рәт қилди һәмдә өзиниң пәқәт Москваниң буйруқини ижра қилидиғанлиқини билдүрди[47]. Демәк, бундақ әһвал астида Миллий Армийә баш шитаби Ақсуға қошун әвәтиши мумкин әмәс иди.

Ақсуни азад қилиш әслидинла баш шитаб тәрипидин бәлгиләнгән әмәс болуп, көрүвелишқа болидуки, Москва баштин ахири партизанларниң Тәңри тағлириниң жәнубидики чоң шәһәрләрниң бири болған Ақсу шәһирини ишғал қилиш, арқидин пүтүн Ақсу вилайитиниң азадқилинип, жәнубниң бир туташ азад район болушини халимиған. Мәйли, Ташқорғанни база қилған Қәшқәр тәвәсидики җәңләр вә Ақсу тәвәсидики җәңләрниң һәммиси пәқәт Тәңри тағлириниң шималидики кәң көләмлик һәрбий һәрикәтниң арқа сепини қоғдаш ролинила өтиди халас! Москваниң чүшәнчиси бойичә алғанда, әгәрдә пүтүн Қәшқәрийә азад қилинип, бу йәрдики гоминдаң һакимийити вә қошуни йоқитилса, бу районни контрол қилиш қийин болатти. Чүнки, мәзкур районниң жәнубий улуғ британийиниң тәвәсидики Һиндистан һәм мустәқил Афғанистан билән чегриға игәболуп, бу районда 19-әсирдин тартип, Әнглийә вә Русийә мәнпәәтлири қаттиқ тоқунушуп кәлгән иди. Әгәр Қәшқәрийидә худди Илидикидәк азад һакимийәт қурулса, бу район қәдәм-қәдәм ғәрбликләрниң тәсири астиға кирип қелип, Москваниң бу жайға чиши патмаслиқ вәзийити шәкиллиниши, бу ахирида униң Оттура Асийа райониниң бихәтәрликигә тәһдит елип келиши мумкин иди. Мана бу нуқтилар Ақсу урушиниң һәрбий жәһәттин ғәлибә қилалмаслиқи, һәтта Ташқорғандин башланған инқилабниңму ғәлибә қилалмаслиқидики ташқи амиллар һесаблинатти. Әмәлийәттә, или Миллий Армийә баш шитаби Ақсудики партизанларни чекиндүрүп чиқиштин бурунла Иссақбәкниң қоманданлиқида бир бригада атлиқ қошунни Ақсу йөнилишигә орунлаштурған болуп, Ноғайбайеф вә Корилов командирлиқидики полклар жиддий тәййарлиқларда турған иди. Бу Ақсуға һужум қилиш әмәс, бәлки Миллий Армийә баш шитабиниң Ма Буфаңниң атлиқ 5-корпусиниң Ақсуға орунлишип Музарт давини арқилиқ илиға һужум қилишидин мудапиә көрүш пилани билән мунасивәтлик болса керәк.
Йәнә бир тәрәптин алғанда, 1945-йили, 14-авғустта Совет иттипақи билән Жуңхуа Минго һөкүмити арисида имзаланған шәртнамә Москваниң мәнпәәтлирини капаләткә игә қилип болғанлиқи үчүн Миллий Армийиниң давамлиқ уруш қилиши Сталин үчүн һажәтсиз иди. Униң үстигә 2-жаһан уруши ахирлишип, гоминдаңму ғәлибә қилған дөләтләр қатариға кирди вә Йапонийә армийиси қорал ташлап, гоминдаң армийисиниң җәң қилидиған дүшмини түгиди. Әгәрдә гоминдаң Ма Буфаң қошунлирини өз ичигә алған башқа қошунлирини йөткәп келип, Миллий Армийигә һужум қозғиса, уруш техиму зор дәрижидә кеңийиши вә Совет иттипақиниң техиму бәкрәк мәйданға чиқиши вә йаки ашкара йосунда йа у тәрәптә, йа бу тәрәптә туруши лазим болатти. Шу сәвәбтин Москва урушни вақтида тохтитип, тинчлиқ сөһбәт тактикисини қоллинип, өзиниң өлкидики , жүмлидин Или , Тарбағатай вә Алтайдики тәсири күчини сақлап қелишни қарар қилди.
Ма Буфаң қошунлириниң келиш мәсилисигә Закир вә Искәндәрләр баштин ахири көңүл бөлгән болуп, улар Сопахунға Ма Буфаң қошунлириниң келиши мәсилисини бирқанчә қетим тилға алған. Сопахун ейтқандәк, Закир Төриниң Ма Буфаңниң атлиқ 5-корпуси һәққидики учурларға игә болғанлиқидин хушал болуп кетиши тәсадипий әмәс иди.

پايدىلانغان ئەسەرلەر
——————————————————————————–
[1] . سوپاخۇن سوۋۇروف. مەن كەچكەن كېچىكلەر. 397-398-بەتلەر.
[2] .شۇ ئەسەر.399-بەت.
(3) .قوجاي دوقاس . ئۈچ ۋىلايەت ئىنقىلابى قوراللىق كۈچلىرىنىڭ قۇرۇلمىسى توغرىسىدا . ئىلى تارىخ ماتېرىياللىرى . 4-سان.
.(4). شۇ ئەسەر.480-481-بەت.
[5] .توختى ئىبرايىم. مىللىي ئارمىيىنىڭ جەڭگىۋار مۇساپىسى . 2003-يىلى، شىنجاڭ خەلق نەشىرىياتى. ئۈرۈمچى .
6] .سوپاخۇن سوۋۇروف. شۇ ئەسەر 481-بەت.
[7] . بارمىن. ئا. ب.ئا. بارمىن. سىنزيان ۋ سوۋەتسكو-كىتايسكىخ ئوتنوشەنىياخ 1941-1949گگ. ( شىنجاڭ 1941-1949-يىللاردىكى سوۋېت -جۇڭگو مۇناسىۋەتلىرىدە). بارنائۇل. 1999. 78-بەت.
[8] . «يېڭى زامان» گېزىتى، 1999-يىلى، 6-ئاي. ئالمۇتا، ئۇيغۇرچە نەشىرى.
[9] . ك ئىستورىئى ۋنېشنېي رازۋەتكى كازاخسستانا.( قازاقىستان تاشقى رازۋېتكا تارىخىدىن ).
[10] .ب.ئا. بارمىن. سىنزيان ۋ سوۋەتسكو-كىتايسكىخ ئوتنوشەنىياخ 1941-1949گگ. ( شىنجاڭ 1941-1949-يىللاردىكى سوۋېت -جۇڭگو مۇناسىۋەتلىرىدە). بارنائۇل. 1999. 78-بەت.
[11] . ۋ. ئوبۇخوۋ، سخۋاتكا شېستى ئىمپېرىي .بىتۋا زا سىنزيانا. ( ئالتە ئىمپېرىنىڭ شىنجاڭ ئۈچۈن ئېلىشىش ). ۋېچې نەشىرىياتى، موسكۋا.2007. 297-بەت.
[12 ] . گېئورگىي مېلىكيانىس، ۋوستوچنيي تۇركېتسان بيل بروشېن نا پروئىۋول سۇدبي. ئىزۋېستىئا، ( خەۋەرلەر گېزىتى). موسكۋا، 2002-يىلى، 23-ئاۋغۇست.
[13] . ۋ. ئوبۇخوۋ، سخۋاتكا شېستى ئىمپېرىي .بىتۋا زا سىنزيانا. ( ئالتە ئىمپېرىنىڭ شىنجاڭ ئۈچۈن ئېلىشىش ). ۋېچې نەشىرىياتى، موسكۋا.2007. 298-بەت
[14] . ۋ. ئوبۇخوۋ، سخۋاتكا شېستى ئىمپېرىي .بىتۋا زا سىنزيانا. ( ئالتە ئىمپېرىنىڭ شىنجاڭ ئۈچۈن ئېلىشىش ). ۋېچې نەشىرىياتى، موسكۋا.2007. 298-بەت.
[15] ،بارمىن ئا. شۇ ئەسەر . 71-72-بەتلەر.
[16] . رۇسىيە فېدېراتسىيىسى دۆلەت ئارخىپى. فوند ر-9401 س/چ. ئوپ.2. د.96. ل.197-198// ئى. ۋ ستالىننىڭ « ئالاھىدە پاپكىسى» . سوۋېت ئىتتىپاقى ئىچكى ئىشلار خەلق كومىسسارىياتى-سوۋېت ئىتتىپاقى ئىچكى ئىشلار مىنىستىرلىكى سېكرىتارىياتىنىڭ 1944-1953-يىللىرىدىكى ماتېرىياللىرىدىن . رۇسىيە ھازىرقى زامان تارىخى ھۆججەتلىرى كاتالوگى. موسكۋا .1-توم. 1994.
[17] . رۇسىيە فېدېراتسىيىسى دۆلەت ئارخىپى. فوند ر-9401 س/چ. ئوپ.2. د.144، ل.383 // ل.ئى بېرىيانىڭ « ئالاھىدە پاپكىسى» سوۋېت ئىتتىپاقى ئىچكى ئىشلار خەلق كومىسسارىياتى-سوۋېت ئىتتىپاقى ئىچكى ئىشلار مىنىستىرلىكى سېكرىتارىياتىنىڭ 1944-1953-يىللىرىدىكى ماتېرىياللىرىدىن . رۇسىيە ھازىرقى زامان تارىخى ھۆججەتلىرى كاتالوگى. موسكۋا .4-توم. 1996
[18] .پاۋېل مىخايلوۋىچ فىتىن ھەققىدىكى مەلۇمات. http://www.hrono.ru/biograf/bio_f/fitin_pm.php.
[19] . « يېڭى زامان» گېزىتى، 1999-يىلى، 6-ئاي. ئالمۇتا، ئۇيغۇرچە نەشىرى.
[20] . خېلەم خۇدابەردىيېف بىلەن سۆھبەت. خېلەم خۇدابەردىيېف 1947-1949-يىللىرى ئىلىدا ئەخمەتجان قاسىمى ۋە مىللىي ئارمىيە شىتابىدا مەسلىھەتچى تەرىقىسىدە خىزمەت قىلغان. 1960-1980-يىللىرىدا ئۆزبېكىستان رادىئو-تېلېۋىزىيە كومىتېتىنىڭ مۇئاۋىن رەئىسى بولۇپ ئىشلىگەن ھەمدە 2003-يىلى تاشكەنتتە ۋاپات بولغان. ئابلەت كامالوۋنىڭ ئەسىرىگە قاراڭ:

Ablet Kamalov : Uyghur Memoir Literature in Central Asia on Eastern Turkestan Republic ( 1944-1949). Studies on Xinjiang Historical Sources in 17-29th Centuries. Edited by James Millward, Shinmen Yasushi, Sufawara Jun. Tokyo. The Toyo Bunko.2010. pp. 278-289-
[21] . ك ئىستورىئى ۋنېشنېخ رازۋېتكى كازاخستانا ( قازاقىستان تاشقى رازۋېتكىسى تارىخى)
[22] ك ئىستورىئى ۋنېشنېخ رازۋېتكى كازاخستانا ( قازاقىستان تاشقى رازۋېتكىسى تارىخى)
[23] . ئابدۇۋاخاپ مونىيېف. گېنېرال ئىسساقبېك . بىيتىك . 2006. بۇ ماقالې ئەركىن توو گېزىدە بېسىلدى. ) قىرگىزچە(
[24] .ئەلىخان تۇرە ساغۇنى. تۈركىستون پاجىئەس. ئىستانبۇل. 2012.
[25] .ئا.بارمىن. شۇ ئەسەر. 79-بەت
[26] . « ۋ.م.مولوتوۋنىڭ ئالاھىدە پاپكىسى» . رۇسىيە فېدېراتىسيىسى دۆلەت ئارخىپى. فوند 9401 س. ئوپ.2. د.104 ۋە د.300-303. سوۋېت ئىتتىپاقى خەلق ئىچكىس ئىشلار كومىسسارىياتى- خەلق دۆلەت بىخەتەرلىك مىنىستىرىلىكى سېكرىتارىياتىنىڭ ماتېرىياللىرى.1944-1953. رۇسىيە يېقىنقى زامان تارىخى ئارخىپخانىسىنىڭ كاتالوگى. موسكۋا.2-توم.1994.
[27] . « ستالىننىڭ ئالاھىدە پاپكىسى» ، رۇسىيە دۆلەت ئارخىپىدا ساقلانغان. بۇ ھۆججەت. تۆۋەندىكى ماقالىدىن ئېلىندى. گېئورگىي مېلىياكىنسنىڭ «ۋوستوچنىي تۇركېستان بيل بروشون نا پروئىزۋول سۇدبي» ماۋزۇلۇق ماقالىسىدىن ئېلىندى. خەۋەرلەر گېزىتى. 2002-يىلى، 23-ئاۋغۇستتىكى سانى.
[28] . ق. غوجامبەردىيېۋ . ئۇيگۇري (ئۇيغۇرلار. قەدىمكى زامانلاردىن تا ھازىرقى كۈنلەرگىچە ئەتنو-سىياسىي تارىخى). 516-بەت. 2009-يىلى، ئالمۇتا.
[29] .ئابدۇرەۋۇپ مەخسۇم بىلەن سوھبەت. 2004-يىلى، 11-ئاي. شۇنىڭدەك ئا.كامالوۋنىڭ ئەسىرىگە قاراڭ:

:Ablet Kamalov : Uyghur Memoir Literature in Central Asia on Eastern Turkestan Republic ( 1944-1949). Studies on Xinjiang Historical Sources in 17-29th Centuries. Edited by James Millward, Shinmen Yasushi, Sufawara Jun. Tokyo. The Toyo Bunko.2010. pp. 278-289-
داۋامى بار …
مەنبە: ئۇيغۇرلار تورى