Суббота, 21 декабря, 2024
АммибабУйғурларУйғуршунаслиқ

Sheriq shairining dilraba küyliri

© https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/46295

 

Шеирийәт беғиниң бағвини

(Көрнәклик шаир Абдуғопур Қутлуқ — 85 яшта)

Шәриқ шаириниң дилраба күйлири

Атмиш бәш жилдин көп бәдиий әдәбият саһасида қутлуқ қәлимини қолидин ташлимай келиватқан бәдиий сөзниң сәрдари, шиҗаәтлик шаир Абдуғопур Қутлуқ мошу жиллар ичидә жигирмидин көп китап язди. Булардин: «Өчмәс юлтузлар», «Яр вә дияр», «Гүл вә көңүл», «Җасур җанлар», «Асийә», «Зәйтунә», «Садақәт сәтирлири», «Қиран қисмити» «Қериндашлиқ рәмзи», «Уйғурстан», «Отлуқ қәлбләр», «Садақәт» қатарлиқ шеирлар, ғәзәлләр, төртликләр, баллада билән дастанлар топлими оқурмәнләр ой-сезимини сәгитип, көңлигә таянчи, җениға мәдәт болғанлиғи нә заман.
Абдуғопур Қутлуқ уйғур классик әдәбиятиниңла әмәс, шуниң билән биллә, шәриқ вә қазақ классик әдәбиятиниң йетүк билимдари. У сөз алплири улуқ Наваий билән Абайни, Шәкәрим билән Физулини, Дулатов билән Тоқайни бәс-бәстә ядлап өскән, қазақ поэзиясини тәбиий талантиниң буниңдин кейинки камаләткә йетиш мәктиви дәп билгәнлиги һәққидә төвәндики сөзлиридин билимиз.
«Бәдиий сөзниң улуқ зәргарлири Мухтар Әвезов, Айбек, Сәкен Сейфуллин, Ғафур Ғулам, Сәдридин Әйни, Абдулла Қадирий охшаш язғучи-шаирларниң әсәрлирини талишип, тирмишип оқуп жүргән вақтимизда,
Құя алман үгітілген балшық өлең,
Көңілімде көл жасаман тамшыменен.
Серіниң сертке соққан семсеріндей,
Өлеңнің өткірін бір алшы менен, —

سۈرلەنگەن گېرمان لاي شېئىرىنى تۆكۈش
كاللامدا بىر تامچە سۈنئىي كۆل بار
سېرىنىڭ قىلىچىغا ئوخشاش
شېئىرنىڭ ئۆتكۈرلۈكىنى مەن بىلەن بىللە ئېلىڭ

— дәп талантиға ишинип, қазақ шеир сәнъитигила әмәс, қериндаш хәлиқләр шеирийитигә мәзмун җәһәттин вә түр җәһәттин йеңи илһам долқунини бәргән Қасым Аманжоловниң талланма әсәрлири қолумға чүшти. Униң һәм ялқунлуқ һәм гөзәл шеирлири билән «Боран», «Біздің дастан», « Құпия қыз» тәриздики эпик поэмилири маңа алаһидә тәсир қилди. Улардин үзүндиләрни ядлап, әдәбий кәчләрдә ипадилик оқуп жүрдүм.
Кәлгүсидә мәнму мошундақ әл сөйүп оқуйдиған поэмиларни язсам, дегән арман оюмни егилигән еди».
Шуниң билән Наваий билән Абайни пир, Қасым Аманжолов билән Ғафур Ғуламни өзигә устаз тутқан Абдуғопур Қутлуқ муәллимлик хизмити билән биллә қолиға қәләм елип, әдәбий иҗатқа қизғинлиқ билән киришиду. Дәсләпки шеирлири билән төртликлири йәрлик «Или гезити», «Шинҗаң аяллири» вә «Тарим» журналлирида йоруқ көрди. Бу шеирлириниң сипайә вә сирлиқ әстәридин от ләвзилик Миржақып Дулатовниң изини қоғлап, өз хәлқигә «Ойған, Уйғурум» дәп шиар ташлиған Абдухалиқ Уйғур билән өз миллити һәм ана тилини мәдһийиләп өткән Ғабдолла Тоқайниң мәхсәт-муддиасини көргән һөкүмәт адәмлири униң пейиға чүшиду. Дәл бу вақитларда, йәни 1957-жили ШУАР язғучилириниң тунҗа қурултийи Үрүмчи шәһиридә өтиду. Аридин бир жил өтүп, бу қурултайни уюштурған әлниң иззәт-һөрмитигә бөләнгән Зия Сәмәди, Абдуреһим Өткүр, Зунун Қадирий, Ним Шеһит қатарлиқ көрнәклик язғучи-шаирлар сәясий тәқипкә учрайду, түрмиләргә қамилип, аталмиш «идеясини әмгәк билән түзитиш лагерьлириға» һайдилиду. Мошуниңға охшаш заманниң зорлуғи билән, наданниң хорлуғини, мисқалдәк мәнсәп, арисалда аброй үчүн ели билән йерини сатқан яманниң зулумини көргән Абдуғопур Қутлуқ бүгүнки уйғур әдәбиятида өзлиригә тән орни бар пикирдаш достлири мәрһумлар Йәһия Тайиров, Мөмүн Һәмраев билән мәслиһәтлишип, Кеңәш Иттипақиға йол тутти. Қазақ елидин баш-пана тапқан яш язғучи уйғур мәктәплиридә дәрис бәрди.
Абдуғопур Қутлуқ «Дала гүли» поэмисида атақлиқ дехан Мәрийәм Ниязованиң турмуш-тирикчилиги тоғрисида ейтиду. Замандашлиримизниң обризини тәсвирләштә шаир айрим муваппәқийәтләргә йәткән. Поэма бирнәччә баптин тәркип тапқан болуп, һәр қисмида қәһриман тоғрилиқ йеңи мәлуматлар берилип, у һәрхил әһвалда көрүниду. Әсәрниң киришмисидә биз Мәрийәм Ниязовани өз ишиниң маһири, кичик пейил, хәлқини һөрмәтләйдиған, хәлқиму уни җан-тени билән сөйидиған дехан аял сүпитидә билимиз.
Бу йәрдә ХХ әсирдә қелиплашқан кеңәш уйғур әдәбияти – мәйли проза, мәйли поэзия, мәйли драматургия саһаси болсун — өзигә тән классикилиқ бай дәстүри бар қазақ кеңәш әдәбиятиниң, өзбәк йәнә башқа қериндаш әдәбиятларниң шапаитидин өсүп йетилгән, йеңичә бир әдәбият екәнлигини ейтип өтсәк, артуқ болмас, тарихий һәқиқәткә қарши кәлмәс.

Абдуғопур Қутлуқниң шаир Исмайил Саттаровқа беғишланған «Қәләм», Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң (1944 — 1949-жж.) рәһбири Әхмәтҗан Қасимийниң (1914 — 1949-жж.) обризи тәсвирләнгән «Йолувчи» поэмиси, уйғурниң ақил батур қизлири Гүләмхан, Ипархан, Майимхан, Анархан, Назугум, Сарихан вә Пучунханға беғишлиған қәлб күйлири уларниң исми билән җасаритини аммиға җакалиди.
Абдуғопур Қутлуқ тәбиәт мавзусиға қәләм тәвритип, тәлим-тәрбийәвий әһмийити бар ой-пикирлирини шеир йоллириға айландуруп, қоюқ оқурмәнниң муһакимисигә салған әдип. Алтун бөшүги, өмүр сүрүшниң җәннәттәк ордиси — Йәрни өз балисидәк, көз қаричуғидәк қорғаш, уни қандақ болса, шундақ тизландуримән, беқиндуримән дәп, қара тәр болушниң һаҗити йоқ. У өзиниң тәңирлик тәбиий, ички қанунийити билән өмүр сүривәрсун. Әксичә, тәбиәттин жирақлиған адәмләрниң қалаймиқан иш-һәрикәтлири, адәмләрниң қорқунучлуқ талан-таражи орни толмас зәрдапларға, тәбиий апәтләргә елип келиши сөзсиз. «Елини сөйгән әр өлмәс, ели сөйгән йәр өлмәс» дегән атилар сөзиниң тегидә мошу мәна ятиду.
Көпчиликниң ядида, бир вақитта илим, пән-техникиниң ғайәт тәрәққиятиға мәғрурлинип, тәбиәткә пәқәт истималчи көзи билән қарайдиғанлар ата-бовилиримизниң йәрни қәдирләйдиған, тәбиәтни муқәддәс билидиған түркийлик дуния тонуши билән илғар урпи-адәтлирини унтуғанлар тәбиәткә җанкөйәр шаиримизниң күндилик мәтбуат бәтлиридә нәшир қилинған тәбиәт мавзусидики шеир-балладиларни орунсиз тәнқит қилғанларму болған. Һазир шуларниң бәзилири тәбиәт мавзусиға қәләм тәвритип жүриду.
Вәтәнни сөйүш, милләтни сөйүш, андин инсанийәтни сөйүш —«адәмзатни сөй бағрим дәп» (Абай) — әсирләр бойи бәдиий әдәбиятниң асасий мәнаси билән мәзмуни, болупму ялқунлуқ поэзияниң тутқуси болуп кәлгәнлиги тарихий һәқиқәт. Улуқ Наваийниң:
Маңа қилса миң җәфа,
Бир қәтлә пәряд әйләмән.
Елгә қилса бир җәфа,
Миң қәтлә пәряд әйләрәм,-
дегинигә нә заман…
Тарихий вақиәләрни өз көзи билән көрүп, көңлигә заманниң зорлуғиғиму, яманниң хорлуғиғиму төзүп, өз вақтида рәқипниң көзигә тик қариған Абдуғопур Қутлуқниң қолиға қәләм тутқузған сәвәпләрниң бири зарлиған йәр билән муңланған әл тәғдири еди. Униң:
Азғунлуқ дәрдини көп көргән әлмиз,
Аз әмәс бу башқа чүшкән аламәт.
Рәқипниң зулумидин миң өлгән әлмиз,
Мошундақ болар қайим-қиямәт.
Қувәт бәр әвлатқа өзин оңшисун,
Худая бу саңа болсун аманәт! —
дейиши мошуниңдин.
Һәрдайим «Шаир болуш қийин, һәқиқәтни ейтиш униңдин мүшкүл» дегәнгә әмәл қилип, ейтип келиватқан қәйсәр мүҗәз, қиран сүпәт шаирниң атмиш жилдин көп иҗадий ой-мулаһизилиридә йәр тәғдири билән әл тәғдири гирәлишип кәткән ой қонидиған, жүрәк толидиған ибрәтлик дуниялири йетәрлик (бесим).
Улар йеңи өмүр чинлиғи билән аччиқ тарихий һәқиқәттин туғулуп, сөз болуп түрлинип, юлтуз болуп терилгән ярқин қияпәтләрдур. Униңда вәйран болған тәхтму, адашқан бәхитму, сунған шәмшәрниң йүзиму, туғ ләпилдәткән батурниң түз-даласиму бар. Атойлиған әҗдатлар роһини, елини сатқан мунапиқларниму көрисән. Вақит даванлири билән тарих тәсәввурлириниң төридә қаш-қапиғи сизилған, көкриги йерилған, достқа йеқимлиқ, дүшмәнгә қәһәрлик қарайдиған пидакар шаирниң ярқириған өз қияпити…
Абдуғопур Қутлуқ өз өмриниң қириқ жилдин көп һаятини 1970-жили шу вақиттики Қазақстан һөкүмити қарариниң шарапити билән «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезити редакциясиниң тәркивидә кона уйғур йезиғида йоруқ көргән «Йеңи һаят» гезитида мухбир, бөлүм башлиғи, муһәррирниң орунбасари лавазимида хизмәт қилиш билән өткүзгән адәм. Мошу вақит ичидә униң қәлимидин туғулған миңлиған мақалилири, очерк вә эсселарниң уйғур мәдәнийити билән тил әдәбиятиниң тәрәққиятиға иқбали болғини көпкә аян. Йезилған бу дунияларға асас болған қәһриманлар, әмгәк адәмлири бүгүнки мустәқил Қазақстанниң һулини қан-тәри билән қурған инсанлар.
Өмүрдә һәқиқәт болмиса һаким,
Ялғанниң ташлири дөңгә домилар.
Яла япса киши бир-биригә,
Яхшиниң башлири гөргә домулар, —
дәп пилдирлиған һәқиқәтни көрәлигән шаир Абдуғопур Қутлуқ көйүш, сөйүш билән өткән өз өмридин рази. Йерим әсирдин көп вақит аччиқ-чүчүкни биллә тартқан өмүрлүк яри Пәхриниса һаҗи анимиз билән төрт оғул, бир қизни қатарға қошуп, нәврә-чәврилириниң пешанисини сөйүп олтириду. Әстаидил жүригидә шеирниң, қулиғида өмүрниң аһаңи.
Биз сәксән бәшниң төригә чиқсиму, «ант билән суғирилған шәмшәрдәк» қәлимини қолидин ташлимиған җасур шаирға:
Җамбулниң йешини бәрсун
Аллам саңа
Атиғи атмиш әлдә, есил АҒА!
демәкчимиз.
Алла яр болсун!

АЛМАСБЕК,
Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси.

Җәмшит РОЗАХУНОВ

Устазға мәдһийә

Болған үчүн үмүтүң зор һаятқа,
Бәлни бағлап, бөсүп кирдиң иҗатқа.
Боюңдики ихтидариң түпәйли,
Сийлиқ җансән чоң-кичиккә, өз-ятқа!?
Раст, җудалиқ жүригиңни дағлиған,
Өткән жиллар ирадәңни тавлиған.
Өз хәлқиңгә болған бүйүк етиқат,
Дил риштини мәңгү аңа бағлиған.
Сән һәммидин әла билдиң Вәтәнни,
Парлақ қилар бүгүнүңни, әтәңни.
Ана юртқа саңа охшаш сидқидил,
Болуп яшаш роһландурар адәмни!
Вәтән, хәлиқ панаси һәр кишиниң,
(Бу сөзүмгә һеч гумансиз ишиниң…)
Һәммигә қол йәткүзиду адәмләр,
Аманлиғи болса әзиз бешиниң…
Көп өткүздиң иссиқ-соғни бешиңдин,
Қарам тәғдир қақти талай бисиңдин.
Миллитигә садақити өзгәрмәс,
Шаирларни сақлайду әл қисимдин…
Маңдиң дайим һәқиқәтниң йолида,
Дост тутмидиң турмиғанни чойлида…
Шаир бәхти өлчәнмәйду һечқачан,
Алған атақ, тапқан байлиқ, пулида?!
Болди өзәң, өзгигә зор тәливиң,
Шундин болар кәлгән амәт, тәлийиң.
Маңа охшаш шагиртлириң қәлбидә,
Сақлиниду бәргән ибрәт, тәлимиң…
Лилла сөзләп, от салмиған ариға,
Ақ нийитиң айланмайду қариға…
Барлиқ уйғур пәхирләнсә әрзийду,
Саңа охшаш шаириниң бариға!
Һәммә ишқа баштин сағлам беқип сән,
Жүригиңгә өчмәс отни йеқипсән.
Хизмитиңдә болуп улуқ хәлқиңниң,
Сәксән бәшниң даваниға чиқипсән!
Әзиз устаз! Тәвәллудиң мубарәк,
Соқуп турсун әлни сөйгән от жүрәк.
Саңа охшаш шаир күндә туғулмас,
Һурлуқ теңи атқандиму сән керәк!!!
Махоркаңни бурап, ака, чәкивәр,
Мисраларға тиң пикриңни төкивәр.
Тилигини тиләп әзиз хәлқиңниң,
Уйғурумниң ой-көңлидин чиқивәр!!!

 

Иҗадий әнъәниләргә садиқ әдип

Бүгүнки әдәбиятимизниң пешқәдәм вәкиллириниң бири Абдуғопур Қутлуқ билән бирнәччә қетим сөһбәттә болғанлиғимни мән өзәм үчүн чоң бәхит дәп һесаплаймән, чүнки пәқәт елимиз Қазақстандила әмәс, бәлки униң сиртидиму көпчиликкә яхши тонуш болған шаир, әдип, өз хәлқиниң мунәввәр бир пәрзәнди дәриҗисигә йәткән инсан билән муңдишиш һәркимниң бешиға келивәрмәйдиған тәләй, амәт, дәп ойлаймән. Әдип тартқан аччиқ қисмәтләр, мисли көрүлмигән зулумлар, еғир җудалиқлар, ховуп-синақлар униң инсан сүпитидә шәкиллинишигә, чоң бир әдәбиятниң вәкили болуп тәрбийилинишигә, жут-җамаәтчиликниң һөрмитигә бөлинишигә, аилисиниң муһәббитигә еришишигә қаттиқ тәсир қилған еди. Әнди униң беваситә көпқирлиқ вә көпсирлиқ иҗадий паалийити болса, мана қириқ жилдин ошуқ вақит мабайнида тәтқиқатчиларниң, әдәбиятшунас алимларниң қизиқишини пәйда қилип келиватиду.
Өткән әсирниң 80-жиллирида йоруқ көргән «Уйғур әдәбияти вә фольклоридики жанрлар», «Актуальные проблемы советского уйгуроведения», «Уйғур совет әдәбиятиниң тарихи» намлиқ коллективлиқ монографияләрдә, шундақла Мурат Һәмраев, Махмут Абдурахманов охшаш жирик әдәбиятшунас алимлар вә уйғур шеирийитиниң тонулған мутәхәссислириниң айрим монографиялиридә Абдуғопур Қутлуқниң иҗадийитигә мунасип баһа берилгән еди. Болупму Махмут Абдурахманов өзиниң 1960 — 1970-жиллардики уйғур поэзияси һәққидә язған мақалисида Абдуғопур Қутлуқ иҗадийитидә поэма вә баллада жанриниң өзигә хас алаһидиликлири билән ярқин ипадиләнгәнлигини алаһидә тәкитләп, шу дәвирдики уйғур поэзиясидә йеңичә көзқараш, йеңичә тәсвирләш усуллириниң мәйданға чиқиватқанлиғини ярқин мисаллар асасида дәлилләп бәргән еди. Алим шаирниң дастан йезиш җәриянида қол йәткүзгән утуқлириға мунасип баһа берип, униң келәчигидин чоң үмүт қилидиғанлиғини билдүргән еди.
Бүгүнки күндә «әдип һаяти вә иҗадийити немә билән өлчиниду?», дегән соалниң туғулуши тәбиий, әлвәттә. Абдуғопур Қутлуқниң туғулуп өскән вә балағәткә йәткән жутида пәйда болған қийинчилиқлар түпәйли Қазақстан дияриға көчүп чиқишқа мәҗбур болғанлиғиниң униң кейинки жилларда вә бүгүнгә қәдәр яратқан нәзмий әсәрлиридә өзиниң ярқин ипадисини тапқанлиғи һәммимизгә аяндур. Әдип туғулған жутидин җуда болуп, аридин атмиш жил вақит өткән болсиму, униң һелиғичә көз йеши қуримиди. Бу пәқәт Абдуғопур акиниңла көз йеши әмәс, бәлки пүткүл җапакәш хәлқимизниң әсирләр бойи еқиватқан көз йеши, җапа-мәшәқити, орни толмас җудалиғиниң ипадисидур. Лекин Абдуғопур Қутлуқ охшаш аңлиқ язғучилиримиз Қазақстан дөлитиниң, қандаш, қериндаш, даладәк көңли кәң қазақ хәлқиниң ғәмхорлуғи билән өз иҗадийитиниң жуқури пәллигә йәткәнлигини сәзди һәм чүшәнди. Шуңлашқа әдип қазақ хәлқиниң улуқ намайәндиси Абайниң «Әқлийә сөзлирини», Қасим Аманжоловниң иҗадийитини өзигә үлгә қилди вә шуларға охшаш Ғәбит Мүсрепов, Муқағали Мақатаев, Мухтар Шаханов, Жумекен Нәжимидинов қатарлиқ мәшһур қазақ язғучилириниң, Абдулла Арипов, Әркин Ваһидов кәби өзбәк әдиплириниң, Расул Ғамзатовтәк дағстанлиқ шаирниң әдәбий мирасини тумар сүпитидә қобул қилип, өзигә тән иҗадий әнъәниләргә садиқлиғини давам қилип кәлмәктә.

Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ,
филология пәнлириниң намзити.

 

«Көйгән жүрәк түтүнидә» көрүнгән мисралар

Һаятиниң 85-даваниға көтирилгән шаир Абдуғопур Қутлуқ талай бәндиләрни пучулиған пани һаятниң отидиму көйүп, киндик қени төкүлгән ана топрақтин, ата-анисидин, қериндашлиридин тирик айрилип, җудалиқ, һиҗран отидиму өртинип, көйгәнсири «күлгә айланмай, әксичә, кәлгән күлпәтләргә жүрәк ялқунидин жуғирилған сөзидин от чачидиған шаирға айланди. Хәлқиниң дәрт-муңини дәсләпкиләрдин болуп қобул қилидиған пидакарлар шаирлар болғачқа, уларни хәлқиниң «жүриги» дәп тәриплисәк, һәргиз мубалиғә әмәс.
Шаирниң иҗадийити һәққидә илмий әмгәклиридә иллиқ инкасларни билдүргән Махмут Абдрахманов, Алимҗан Тиливалди охшаш әдәбиятшунас алимлар билән «Әйни заман миллий шеирийитимизниң нураний намайәндиси» дәп мақалә язған шаир Алмасбәг, «Устазим» дәп һөрмәт билдүридиған Җәмшит Розахуновтин артуқ йезип кетишимму мүмкин әмәс. Шуңлашқа кәсипдашлиқ һаятимиз биллә өтүватқан вақиттин бери өзәм тонуған Абдуғопур ака Қутлуқ һәққидә язғум кәлди.
Абдуғопур ака садақәтниң үлгисини көрситишни билгән адәм. Вәтәнгә, хәлиққә болған садақәт чәксиз ирадини тәләп қилиду. Абдуғопур ака «Садақәт тимсали» балладисида мәдһийилигән вападарлиқни туғ қилиш үчүн өзиниң ирадисини чиңитишни билгән әдип. Күндилик турмуштики садақәт-етиқат, вападарлиққа етивар берәлигән адәмла бүйүк етиқатниң итаәтмини болалайду. Шаир өзи әмгәк паалийитини башлиған «Уйғур авази» тәһриратини мошу күнгичә өзиниң шәкиллинишидә түрткүлүк роль ойниған муқәддәс орун ретидә қарайду. «Интизарниң нәшир қилиниши еғир әһвалда қалди» дәп, сақлиғи болмай ярдәм сориған Пәйзуллам ака Әхмәтовқа «Һәқсиз ишлисәмму журнални сақлап қалимән» дегән вәдисидә турди. Журналниң һәр сани йоруқ көргән вақитта «Пәйзуллам биз билән ишләватиду» дәп, аз болсиму бәлгүлүк миқдардики «Пәйзуллам акиниң маашини» аилисигә үч жилдин көпирәк вақит мабайнида тапшуруп кәлди. Бу кәсипдишиға болған садақәтниң, вәдисигә вападарлиқниң ярқин көрүнүши еди.
Өткүзүватқан сорунларға, мәшрәпләргә чақирип, шеирини оқуп беришни илтимас қилидиған чоң-кичик яштики қериндашлиримизниң Абдуғопур акиниң нутқини тиңшашқа бәк һерисмән екәнлигини талай қетим байқиған едим. Китап нәшир қилип, оқурмән тапидиған иҗаткарлар хелә болғини билән, жут-җамаәтчилик арисида жүрүп, иҗадийитигә ихласмән тепипла қоймай, хәлқиниң меһир-муһәббитигә еришәләйдиған қәләм әһлиниң сани санақлиқла болидиған охшайду. Әлниң ғәм-қайғусида көйгән әдип хәлқи сөйгән шаирға айланди.
Җәмийәт әрбаби Ваққас ака Мәмединов бир сөһбитидә Венгриядики сәпиридә Абдуғопур ака иҗат қилған шеирни һунлар әвлади билән түркий хәлиқләр вәкиллири қурултийиниң тәсисчиси Андраш Бироға тапшурған екән. Уйғурлар билән һәр учрашқинида дунияға мәшһур антрополог бу шеирни ядқа ейтип беридекән. Бу мисралар һазир миңлиған қандашлиримизниң қәлб сөзлиригә айланди:
Допамға қарап мени тонудиңму?!
Иккимиз бир ата қериндашқу?!
Сениңки көкүч көзүң күлгән билән,
Мениңки қара көзүм техи яшқу…

 

Азнат ТАЛИПОВ,
журналист.

 

Мәдәт тиләймән

Шәхсән өзәм, Абдуғопур ака Қутлуқни талантлиқ журналист вә оқурминигә ейтар хас сөзи бар шаир сүпитидә, кеңәшлик миллий тәрәққиятимизниң «алтун дәври» һесаплинидиған өткән әсирниң 80-жиллиридин буян билимән дәп ишәшлик ейталаймән. Мениңчә, у яқниң әң чоң утуғи – шу дәвир идеологиясиниң «җараңлиқ җарчиси» болуштин хали болалиғини болса керәк… Чүнки у вәтәнни дәп – вәтәнни тәрк әткәнләрниң бири еди…
Ана вәтән, җаниҗан хәлқиниң тәғдири тоғрилиқ түнләргә улашқан җапалиқ иҗадийәт, арзу-арман, үмүт-ишәнчә, хәлиқ истиқбалиға аит қисмәтлик ой-кәчмишләр Абдуғопур Қутлуқниң иҗат нишаниниму ениқ бәлгүлиди.
Башқичә ейтқанда, мөтивәр шаиримиз ахирқи оттуз жиллиқ һаятини җаниҗан җапакәш хәлқиниң әркинлиги, истиқбали, истиқлалийити, мустәқиллиги йолидики миллий-азатлиқ күрәш тарихиниң өтмүши вә келәчигигә өзини атиди… Шу муқәддәс йолда пәрванә болмақта… Һәқиқий шаирлар үчүн башқа йолниң йоқлиғиму раст…
…Шавқунини аңлап ятсам, болаттим рази,
Рази едим яру-достлар ачмиса һази.
Рази едим, шивақ үнсә муңлуқ қәбрәмдә,
Рази едим, ятқанчүн қутлуқ Вәтәндә!
Күндилик һаят қайнимида көпчиликтин бәк пәриқ қилип болмайдиған, аддий турмуш-мәишийәт, әвлат тәрбийиси йолида сәкпарә, кичикпейил, адимийликни әла билидиған җаниҗан хәлқиниң истиқбали йолида пәрванә мөтивәримизму мана 85 яшқа толупту. Бу яшқа йәткәнләрму-йәтмигәнләрму бар…
Шеирийәт беғиниң бағвини, миллий мәтбуатимизниң пасибани, бәдиий сөзниң сәрдари болған Абдуғопур ака Қутлуққа Алладин, хәлиқ мәнпийити йолидики әстаидил әҗригә қувәт вә мәдәт тиләймиз…

Рәхмәтҗан ҒОҖАМБӘРДИЕВ,
«Мектеп» нәшрияти Уйғур
тәһриратиниң башлиғи.