Qeshqerning 30-yillardiki ayallar maaripi
© http://anilar.net/2020/10/20/qeshqerning_30-yillardiki_ayallar_maaripi-2/
Қәшқәрниң 30-йиллардики айаллар маарипи
Муһәммәт Турсун Ибраһим
Қәдимий шәһәр Қәшқәрдә кәң айаллар-қизларниң йеңичә пәнний билимләрни өгинишни мәркәз қилған йеңи маарип һәрикити қозғилип, йеңи аң, йеңи услубтики айаллар-қизлар маарип дәври башланғиниға тәхминән 75 йил болди. Дунйави пән-техника вә санаәт инқилабиниң күчлүк тәсири вә “ Қумул деһқанлар инқилаби“ ниң ғайәт зор түрткисидә , 20-әсирниң 20-йиллиридин етибарән пәйда болған идийә-мәдәнийәт саһәсидики йеңи йүзлиниш йуқури долқунға көтүрүлди, маарип саһәсидә дунйави илим – пәнгә йүрүш қилиш, мәктәпләрдә ислаһат елип бериш, идийә җәһәттә демократийә – хәлқчиллиқни тәшәббус қилишниң долқуни билән Қәшқәрдә дағдуғилиқ һалда йеңи маарип, йеңи мәдәнийәт һәрикити башлинип, нурғун кона мәктәп, кона мәдрисләрдә йеңи усул билән заманиви илим – пәндин дәрис өтидиған йеңи илим мәркәзлири қәд көтәрди. Халис нийәтлик, пидакар, мәрипәтпәрвәр кишиләр мәктәпләргә оқутқучи вә мәктәп йетәкчилири болди. Кона мәктәпләрдики сәвийәси бир қәдәр йуқури болған оқуғучилар қисқа муддәтлик маарип курслирида тәрбийәлинип оқутқучи болди. Мәктәпләр оқуғучи шагиртлар билән лиқ толди. Бу мәктәпләрдә алди билән оғуллар оқуйтти. У дәврдики иҗтимаи түзүм , әнәниви қаидә, идийә-етиқад, чүшәнчә вә йәрлик көз қарашларниң бир тәрәплимилики түпәйлидин мундақ мәктәпләрдә қизлар, айалларниң оқуши мүмкин әмәс иди. Лекин дунйави тәрәққийат, болупму Оттура Асийадики йеңи мәдәнийәт, идийә инқилабиниң тәсири күчлүк болған гезит-жорналлар, әхлақий тәрбийә рисалә китабчилири, илғар алимларниң дийаримиздики зийарәт, сөһбәт-байанлириниң тәсири билән көплигән илғар сода-санаәтчиләр, чәт әлләрдә оқуған, сода-тиҗарәт қилған мәдәнийәт-маарип пишивалири, бир қисим җамаәт вә җәмийәт әрбаблири нопусниң зор көпчиликини тәшкил қилидиған вә кәлгүсидики йаш әвладларниң “ тәрбийичи анилири “ болидиған қизларниң йеңичә мәктәпләргә берип, заманиви маариптин бәһримән болушини чақириқ қилди.
Нәтиҗидә дәсләп 1934-йили Қәшқәр шәһридики <<Йумилақ шаһәр қорған>> ға тәвә терәклик дегән йәрдә Қәшқәрдики мәрипәтпәрвәр тиҗарәтчиләр, мәшһур кишиләрниң мәбләғ селиши билән <<Мәһмудийә>> намида бир мәктәп ечилди. Бу мәктәптә йуқури қатлам кишиләрниң балилири оқуйдиған болди. Бу мәктәпкә 40 дәк қиз оқуғучи қобул қилинди, бу мәктәптә Мунәввәр ханим атлиқ бир татар айал, Айшәм Сайит һаҗи ханим оқутқучи болди. Мунәввәр ханим һесаб вә ана тили дәрси, нахша дәрси, латин тили дәрси қатарлиқ дәрсләрни бәргән. Оттура Асийа тәвәсидин турмуш мәсилиси түпәйлидин Қәшқәргә келип қалған бу айал оқутқучи ханим тән саламәтликиниң анчә йахши әмәс, бир тәрәп путиниң мейип болушиға қаримай, пүтүн ихласи билән оқуғучиларға дәрс өткән. У оқуғучиларға татарчә: ишикниң алди йешил гүлләр, йейип қойса көтәрми(көтәрмиди). Еркинликтә өскәним, еғир сөзләр көтәрми( көтәрмиди). Болма матур( чирайлиқ), бол бәхтлик, бәхтлик йүрсә йәмли. Қатарлиқ татар хәлиқ нахшилирини өгитип, оқуғучи қизларни истетик тәрбийигә игә қилғаниди. Бу мәктәпниң өгиниш вә өгитиш қизғинлиқи йуқури болуп, һәрбир ай, һәрбир чарәк вә мәвсумларда йахши өгәнгәнләр алаһидә мукапатлинип турған. Бирақ сийаси вәзийәттә өзгириш болуп, мәктәп ечилип алтә айдин кейинла тақилип кәткән. Вәзийәт оңшалғандин кейин йәнә бир қисим маариппәрвәр кишиләр, мәшһур зийалилар, тиҗарәтчиләр оттуриға чиқип, айаллар маарипи һәққиди тәшвиқатни күчәйтти. Нәтиҗидә, Қәшқәрдики кәң амма һәқиқи сәпәрвәрликкә кәлди. Диний затлардин мәшһур өлима-алим Җамал Ахун хәлпитим, сода-санаәтчиләрдин Муһәммәд Нийаз Мәхсум, Имин һаҗим Ширкәт, өзбек байлардин Тилла қарим, Исраил шаңзоң, Шерип бәг, Мамут ахун Олай, Турсун ахун (әпәндим) Мәхсум, Қасим һаҗим Аччиқсучи қатарлиқ Қәшқәрдики мәрипәтпәрвәр кишиләр башламчи болуп, өзлириниң бир-иккидин қиз пәрзәнтлирини пәнний мәктәпләрдә оқушқа әвәтти, буниң Қәшқәр шәһиридики җамаәтчилик арисида тәсири интайин зор болди. Узақ өтмәй Қәшқәр шәһири Әнҗан кочисида олтурушлуқ мәрипәтпәрвәр байлардин Мөһиддин Җанбайниң һәшәмәтлик һойлисиниң 2-қәвитидә <<Айаллар мәктипи>> қурулуп, Айшәм Сайит һаҗи бу йәрдики мәктәпкә мудир болди. Гәрчә синип бирла, оқуғучи сани нисбәтән аз болсиму, лекин у Қәшқәр тәвәсидики бир иҗадийәт вә йеңилиқ болғачқа, Қәшқәр шәһири вә униң әтрапидики йеза-кәнтләргә аҗайип күчлүк тәсир көрсәтти. Җәмийәттики қизлар-айалларни йеңи пәнний мәктәпләрдә оқутуп, заманиви билим елиш пурситигә игә қилиш җәрйанида мәрипәтпәрвәр зийалилар, нопузлуқ кишиләрниң ағзаки тәшвиқати, җүмлидин әдәбийат-сәнәт шәкиллири билән сәһниләрдә қилинған тәшвиқаттин ибарәт күчлүк сәпәрвәрликниң тәсири нәтиҗисидә бу мәктәптә қизлар билән толған йәнә бир синип пәйда болди. Мәктәп орни иккигә көпәйди. Қисқиғинә вақит ичидә қурулған икки орундики төт синиплиқ қизлар вә айаллар мәктәплиригә Қәшқәрдә олтурақлишип қалған мәрипәтпәрвәр татар зийалилиридин Йүсүп Музәппәр әпәндиниң айали Хәдичә Музәппәр ханим, Салаһидин дамолламниң айали Мушфиқә ханим қатарлиқ пишқан, иҗтиһатлиқ, қабил маарипчилар алаһидә көңүл бөлүп, дәрслик җәһәттин йеңилиқ йаритип вә йетәкчилик қилип, мәктәпләрдики айалларниң билим қурулмисини йахшилашқа пухта асас салди. Мәктәптики қиз-айалларға оқуш, өгиниш, билим елиш мәзмун қилинған, кишиниң йүрәк тарини чекидиған муңлуқ нахшиларниму өгәтти. Илим-мәрипәтниң ана макани болған Қәшқәрдә тарихтин бери хәлқимиз өз пәрзәнтлириниң илмий вә әхлақий тәрбийәт мәсилилиригә изчил көңүл бөлүп кәлгән. Җүмлидин қиз пәрзәнтлири, әһли айаллириниң билим елиш, оқуш, әхлақий тәрбийәдин бәһримән болуш ишлириға баш қатуруп, имканийәт вә шараит йаритип бәргән. Бу тәрбийәт мусаписи мәһәлливи диний мәктәпләр, мәшһур бүви-хенимлар вә пазил алим–өлималарниң һозуридики хусусий мәктәпләрдә, мәхсус қиз-айаллар синиплирида давамлишип кәлгәниди һәм бу саһәдә қиз-айалларни һидайәткә йетәклигүчи рәһнамаллар, нопузлуқ айал муәллимләр барлиққа кәлгәниди. Пәқәт йеқинқи заманни һесаблиғандиму, 30-йилларниң алди-кәйнидә Қәшқәр даирисидә наһайити нурғун мәһәлливи диний мәктәпләр болуп, улардин мәшһуррақлири Қәшқәр Нәзәрбағ қумлуқтики мәшһур маарипчи зат Қасим һаҗим хәлпитим йетәкчилик қиливатқан мәктәп; Шәһәр ичидики Өмәр Ахун хәлпитим йетәкчилик қилған мәктәп; Бүвәрихан Бүвим, мәшһур бүви хенимлардин болған устаз Шәрихан бүвим, Ибраһим хәлпитимниң айали Бүви Хәличә ханим қатарлиқларниң һозуридики мәктәпләр. Буларниң ичидә әң бурун қурулғини Қәшқәр шәһири Тохти Мирахор кочиси( һазирқи сүт-қаймақ кочиси) дики мәрипәтпәрвәр зат Муһәммәд Әли Шаңйумларниң хусусий җайиға қурулған Имин һаҗим хәлпитим башқурушидики кона мәктәп болуп, 1885- йили қурулғандин тартип Қәшқәрдики нурғун илим тәшналирини тәрбийиләп кәлгән. Бу мәктәптә Имин һаҗим хәлпитимниң оғли Ибраһим Ихун хәлпитимниң айали устаз Бүви Хәличә хеним нурғун қиз-айалларни узун заманлар мабәйнидә тәрбийиләп оқутуп кәлгән, бу мәктәптә йәнә Бүви Хәличә хенимға һәмкарлишип Хәдичә Музәппәр атлиқ бир татар айал муәллим қиз-айалларға мәдәнийәт дәрслирини өгәткән. Қәшқәрдики йеңи маарип һәрикитиниң тәсири вә илһами билән һәрқайси йәрләрдә қурулған мәктәпләрдики қиз-айаллар “дорға бәг көлбеши мәдриси“ гә йөткилип, мәктәпниң синип сани көпәйгән. Бу йәрдики мәктәпкә Имин һаҗим хәлпитим башқурушидики мәктәпниң оқутуш әслиһәлириму бирликтә йөткәлди. Нәтиҗидә қиз-айаллар сәккиз синип, 15 нәпәр оқутқучи хадим, 250дин көп оқуғучиси бар бир мәктәпкә айланди. Бирақ бир мәзгил өткәндин кейин қиз-оғулларниң бир йәрдә оқуши таза мувапиқ болмиғачқа, оғул оқуғучилар пахал базири “ тақичилар мәһәллиси “ дики йәргә көчүрүлүп. У йәрдә 12 синиплиқ бир мәктәп бина қилинди. Қәшқәрдики қиз-айалларниң мәктәптики оқуш, тәлим-тәрбийә ишлири кәң аммиви асасқа игә болғандин кейин, җәмийәтниң көңүл райи, мәктәпниң охшимиған йаштики оқуғучиларниң оқуш нормаллиқи, мәктәпниң кейинки тәрәққийатини көздә тутуп, қизлар билән турмушқа чиққан айаллар арисидики пәрққә асасән қиз оқуғучилар билән турмушқа чиққан оқуғучиларни айрип оқутидиған синипларни тәсис қилиш тәқәзза қилинди, 1937-йили Қәшқәр шәһириниң шималидики Түмән дәрйаси тәрәптики “ пахал базири “ дегән җайда олтурушлуқ мәрипәтпәрвәр Абдурахман байниң хусусий җайиға тәсис қилинған мәктәпкә айалларниң сәккиз синипи йөткәлди. Бу йәрдики дәсләп башланғуч, кейин мәхсус айаллар оқуйдиған қилинған мәктәп кейинки чағларда хәлқ арисида << Чоканлар мәктипи >> дәп аталди. Бу йәрдики синиплар Қәшқәр уйғур уйушмиси, маарип идарисиниң башқурушида иди. Әң дәсләп <<Чоканлар мәктипи>> гә мудир вә муавин мудир болған молла Бақи Бота Һаҗийуф әпәнди, униң айали Мәрйәм Бота Һаҗийуф ханим қатарлиқлар әйни дәврдики көзгә көрүнгән зийали, пишқан пидагоклар болғанлиқи үчүн, уларниң йахши башқуруши вә орунлаштуруши билән мәктәпниң оқутуш, тәлим-тәрбийә сүпити пәйдинпәй йуқури көтүрүлди. Қәшқәрдики маарип һәрикитиниң тәсиридә Қәшқәр вә униң әтрапидики җайларда мәктәптә оқушни арзу қилидиған қиз-айалларниң сани тез көпәйди. Шәһәр әтрапидики Қоған, Сәмән, Ават, Бәшкерәм, Қазириқ, Тоққузақ, Опал, Конашәһәр, Йеңи өстәң қатарлиқ җайларда нурғун йеңи мәктәпләр ечилди. Әнә шундақ тәрәққийат вә айаллар маарипини йүксәлдүрүш, айал оқутқучиларни тәрбийиләшниң җидди еһтийаҗиға маслишиш үчүн айаллар мәктәплириниң қармиқида айал оқутқучиларни тәрбийиләш курси ечиш қарар қилинип, “ айалларни айаллар оқутуш“, “ айалларни айаллар башқуруш “ пиринсипиға асасән, муддәтлик, йәни бир йил, алтә ай, бир йерим йил, икки йил вақит муддити бойичә оқуғучи тәрбийиләш елип берилди. Бу йәрдә йәнә башланғуч синипларму давамлиқ оқувәрди. Бу мәктәпләр кейинки күнләрдә оқутқучи тәрбийиләшни асас қилғанлиқтин <<Дарилмуәллимин>> дәпму атилидиған болди.
1935-йилиниң алди-кәйнидә Қәшқәр шәһәр Әнҗан кочисиға җайлашқан Кона Лиҗиң Йамул дегән йәрдики керәмзадиләрдин Абдурәһим Байвәтчә вә Абдулла Байвәтчиләрниң азадә һойлисида ( һазирқи Қәшқәр шәһәрлик балилар бағчисиниң орнида) хели бурунла һәрхил курс, мәктәпләр ечилған болуп, кейин шу йәрдә Қәшқәрдики ханим-қизларни оқутудиған бир мәктәп бина қилинди. Мәшһур устаз Айшәм Сайит һаҗим оқутқучи вә мәктәп мудири болди. Бирқанчә йил өткәндин кейин бу йәрдә айал оқутқучиларни тәрбийиләшни мәқсәт қилған <<Дарилмуәллимат>> тәсис қилинди. Бу мәктәп йатақлиқ қилинди, тәминат мәсилисини уйғур уйушмиси вә маарип идариси өз үстигә алди. Мәктәпкә сиртқи җайлардин кәлгән оқуғучиларға тамақ мәктәп ашханиси тәрипидин һәқсиз тарқитип берилди, йатақта йетип уқуйдиғанларға йотқан-көрпә һәқсиз тарқитилди, һәтта қәләм, сийаһ, қериндаш, дәптәр(титрат)қатарлиқ оқуш матирийаллириму һәқсиз тарқитип берилди. Мәктәпкә Қәшқәр шәһридин башқа, Қәшқәргә қарашлиқ Ават, Бәшкерәм, Йеңи өстәң, Тоққузақ, Астин Атуш, Үстүн Атуш, Пәйзиват, Йеңисар, Мәкит, Маралвеши, Йәкән қатарлиқ җайлардин оқуғучи қобул қилинатти. Бирқанчә йил өткәндин кейин әнҗан кочисидики <<Дарилмуәллимат>>та, маарип-мәдәнийәт һәрикити тәрәққийатиниң еһтийаҗи, шундақла шәһәр ичидин, әтраптин келиватқан оқуғучиларниң көплүкидин мәктәп орни тарлиқ қилип қийинчилиқ пәйда болди. Йуқуриниң тәстиқи вә мәбләғ селиши билән бу мәктәптики бәш синип йәни 250тин артуқ ханим-қиз оқуғучи Қәшқәр шәһриниң Арқа Орда дегән йери( һазирқи шинхуа китабханисибинаси йенидики коча) дә йеңидин селинған икки қәвәтлик азадә мәктәп бинасиға көчүрүлди. Мәктәп қурулишиға 4 йил вақит сәрп қилинған иди. Әслидики Лиҗиңдики мәктәптә қиз оқуғучилар давамлиқ оқувәрди.
1934-йили Қәшқәр Йавағ кочиси гөр мәһәллисидики “домбахана“ орни бузулуп<<Дариләйтам>> мәктипи қурулди. Мәктәпниң пәс тәрәптики синиплирида оғуллар, үсти тәрипидә қизлар оқуйтти, мәхсус қизлар синиплири 12 дин артуқ болуп, 350—400 дәк оқуғучи, 20дин артуқ оқутқучи бар иди. Дәсләп Белиқиз Баһавидин Мусабайива ханим, кейин Нурниса Ели ханим қатарлиқлар мәктәп мудири, Сопура молла Әйса ханим, Хәйриниса Әмәт ханим қатарлиқлар илмий мудир болған. Чолпан Қадир ханим, Белиқиз Җалалидин ханим, Нурниса Нийаз, Аишә Нур ханим қатарлиқлар оқутқучи болған, Аишә Нур ханим йәнә тәртип мудири иди. 1937-йили әслидики әнҗан рәстә ичидики “ суллаһ мазар ғоҗам“ қәбристанлиқи чеқилип, бир мәктәп селинған. Бу мәктәп кейин <<Гиражданлар мәктипи>> дәп аталған. Бу мәктәпни Қәшқәр уйғур уйушмиси мәбләғ чиқирип қуруп чиққан болуп, бу мәктәптә сәккиз синип, 300 дин ошуқ қиз оқуғучи оқуған. Бу мәктәпкә дәсләптә Белиқиз Баһавидин Мусабайива ханим, Таш Қари әпәнди, Патимә Абдулрәһим қатарлиқлар мудир болған. Йәнә 1934-йили Қәшқәрдики маарип долқунида Қизил дөвә дегән җайда мәрипәтпәрвәр зат Тохти һаҗим өзиниң хусусий җайида өз мәблиғи билән бир мәктәп салған болуп, қизлар айрим үч синипта, оғуллар айрим синипта оқуған. Бу йәрдә Җәмилә ханим, Имигүсүм ханим қатарлиқлар оқутқучи болған. Һәрқайси җайлардики айаллар мәктәплириниң мундақ тәқәззалиқ вә йуқури қизғинлиқ билән көпләп қурулуши, бу мәктәпләрдә оқуйдиған оқуғучиларниң саниниң үзлүксиз көпийиши вә сүпитиниң йуқури көтүрүлүши билән, Қәшқәрдики айаллар маарипи йүксилип, йеңи басқуч, йеңи тәрәққийатқа еришти. Қәшқәрдики тунҗи айаллар мәктәплири вә Қәшқәрдики айаллар маарип һәрикитиниң тарихи интайин шәрәплик болуп, дағдуғиси чоң, йетиштүргән иқтисаслиқ хадимлири көп, тәлим-тәрбийә сүпити йуқури, униңда нурғун артуқчилиқ вә әвзәлләк бар:
(1) Бу мәктәпләрдә һазирқи заман пән-мәдәнийәт билимлирини өгиништә асас болидиған дәрсләрдин һесаб, “ ана тил“ намидики уйғур тили қаидилири, әдәбийат, тарих, хәнзу тили, әхлақ дәрслики, “ йурт бәлгиси“ намидики җуғрапийә, тәбиәт, еқим мәсилилири, дунйа тарихи, нахша, рәсим, тәнтәрбийә , “ һепизи сәһәт“ ( йәни һазирқи “ гигена“ дәрси) қатарлиқ дәрсләр тәсис қилинған.
(2) Қәшқәрдики айаллар мәктәплиридә башланғуч сәвийидики синип вә толуқсиз уттура сәвийисидики һәрхил курс, мәхсус оқутқучи йетиштүрүш мәқсидидики “дарилмуәллимат“ синиплири болуп, оқутқучиларни тәрбийиләш синиплириға “пидагогика“, “писхологийә“, “методика“ қатарлиқ оқу-оқутуш ишлириға даир муһим билимләр өгитилгән.
(3) Мәктәптә алтә күн оқуп, җүмә күни дәм елиш күни қилинған. Дәрсләр саәт һесабида, һесаб күндә икки саәттин һәптисигә 12 саәт, әдәбийат вә уйғур тили дәрси күнигә икки саәттин һәптисигә 12 саәт, хәнзу тили дәрси һәптидә үч-төт саәт, қалған дәрсләрму һәптисигә икки саәттин қилип орунлаштурулған. Дәрсләр чүштин бурун 4 саәт, чүштин кейин 4 саәт қилип айрилған, һәр бир дәрс саити 40 минуттин 50 минутқичә болған. Мәктәпләрдики дәрслик вә оқутуш түзүмиму асасән советләрдин кәлгән вә шуларға тәқлид қилинған. Бу дәрсләр мәхсус саәт, мәхсус программа, муқим оқутқучи болған һалда изчил вә мунтизим, толуқ оқутулған.
(4) 2йни дәврдики тарихи шараит, хәлқниң аң-сәвийәси, заман чәклимиси, миллий өрп-адәт, диний етиқад мәсилилириниң миллийлиқ, тарихийлиқ, аммивийлиқ, хәлқаралиқ, узақ муддәтлик икәнликидәк хусусийәтлиригә асасән, мәктәпниң җәмийәттин, хәлқниң һимайисидин айрилип қалмаслиқи вә әхлақ тәрбийәдә етиқадни йетәкчи қилиш үчүн, мәктәпләрдики дәрсләр қатарида мәхсус дин дәрсиму тәсис қилинған. Қәшқәрдики нами бар устаз өлималардин Өмәр Ахун Хәлпитим, Исмаил Ахун Хәлпитим, Шәрихан Бүвим, Саадәт Қасим, бурун “дарилмуәллимат“ та оқуп оқутқучи болған Бүвәрхан Бүвим, татар Кәримә ханим қатарлиқлар “қуран кәрим“, һәтта “қуран кәрим“ ни оқуш қаидилири һәққидики “илмий тәҗвид“кичә дәрс берип, бу йәрдики ханим-қизларни иман-етиқадлиқ кишиләрдин қилип йетиштүрүшкә күч чиқарған.
(5) Мәктәп оқуғучиларниң тәвәликини башқурушни алаһидә чиң тутқан, мәктәпләрдә оқуватқан қизларни ата-аниси турмушқа чиқиридиған болса, мәктәптин рухсәт сораш тәләп қилинған. Илтимасқа асасән мәктәп уларға 15күнлүк той иҗазити берип, 15 күндин кейин йәнә давамлиқ мәктәпкә келип оқушини тәләп қилған. 15 күндин кейин кәлгәнләргә алаһидә қәғәз берилип, әсли мәктәптики оқуш тәвәлики бикар қилинип, <<Чоканлар мәктипи>> гә чиқип оқуш рәсмийити беҗирип бәргән. Шуңа Қәшқәрдики айаллар мәктәплириниң җәлп қилиш күчи алаһидә зор болуп, мәктәпкә келип оқуйдиған ханим-қизларниң сани йилдин йилға көпәйгән. Қәшқәрдики айаллар мәктәплириниң башқурулуши вә оқутуш ишлиридики паалийәтлири Қәшқәрдики сийасий, иҗтимаий муһитниң тәсиригә учримай қалмиди. Айаллар мәктипи қурулғандин тартип таки 43—44-йилларғичә болған 10 йил җәрйанида мәктәпниң тәлим-тәрбийә ишлири нисбәтән илғар, оқутуш сүпәт-сәвийәси хелила йуқури, башқуруш ишлири мукәммәл болди, бу айаллар маарипиниң илгириләш дәври иди. 1944-йилидин тартип 49-йилиғичә болған җәрйанда гоминдаң айаллар маарип һәрикитигә нисбәтән бузғунчилиқ рол ойниди, кәң оқутқучи ханимлар һәр хил сәвәбләр түпәйлидин һәр хил сийасий паалийәтләр, пирқә-гуруһларға қатнишишқа мәҗбур болуп қалди. Җәмийәттә айалларниң орни йәнә төвәнләп кәтти, мәктәпләрниң тәлим-тәрбийә ишлири изчил вә тәртиплик болалмай, аҗиз, қалаймиқан, чувалчақ болуп кәтти, җүмлидин җәмийәттики маарипниң пәрвишкарлири болған һәр саһә әрбаблири түрлүк сийасий зийанкәшлик түпәйли өлириниң бихәтәрликидин әнсирәп, мәктәпләрниң оқутуш, тәлим-тәрбийә хизмәтлиригә бурунқидәк қизғин һәмдәмдә болалмиди. Бу чекиниш, харап болуш дәври иди.
1950-йилларға кәлгәндә <<Дорғибәг>> дики мәктәп хели узақ давамлашти, <<Дариләйтам>> дики, <<Гиражданлар мәктипи>> дики, Тохти һаҗимниң Қизил Дөвидики мәктипидики, Шамалбағдики қизлар синиплири дәсләп <<Дорғибәг>>кә, кейин Нобешидики 5-мәктәпкә йиғилип, Қәшқәрдики барлиқ қизлар шу йәрдә оқуйдиған болди. 1956-йилидин кейин Қәшқәрдики айаллар мәктәплири вә қизлар синиплири рәсмий әмәлдин қалдурулуп, һәр қайси мәктәпләрдә оқуғучилар қиз-оғул дәп айрилмай, бирликтә оқуш йолға қойулди. 30-йиллардин етибарән қанат йайған мәдәнийәт һәрикити җәрйанида қурулуп, тәрәққи қилған Қәшқәрдики айаллар мәктәплири, айаллар маарипи Қәшқәр вилайити тәвәсидила әмәс, бәлки пүтүн җәнубий шинҗаң тәвәсидә тунҗи қетимлиқ бир иҗадийәт вә тунҗи қәдәм иди. Қәшқәрниң милли маарип тарихи тәтқиқатида Қәшқәрдики айалларниң тунҗи пәнний мәктәплири һәққидә тәкшүрүп тәтқиқ қилиш, униң тәрәққийат мусаписини әсләш, униңға обиктип вә илмий баһа бериш наһайити муһим бир иш. Бу хил хизмәт әстайидиллиққа игә илмий әмгәк болуп, Қәшқәр миллий маарип тарихини толуқ намайән қилишта кәм болса болмайдиған муһим тәркиби қисимниң бири. Қәшқәрдики айаллар мәктәплириниң шанлиқ төһписи маарип тарихмизда һәргиз өчмәйду.
Мәнбә: <<شىنجاڭ ئىجتىمائى پەنلەر مۇنبىرى>> сан-2007-5