Ömer_Muhemmediy
ПИЛДИРЛИҒАН ЧИРАҚЛИРИҢ ӨЧМӘС, ӨМӘР!
(Өмәр Муһәммәдийниң туғулғининиң 105 жиллиғиға даир)
Миллий мәтбуатимизниң тунҗиси «Кәмбәғәлләр авази» гезитиниң нәшир қилинғиниға бийил 90 жил толди. Абдулла Розибақиев асасини селип, өзи муһәррирлик қилған мәзкүр гезит хәлқимизниң аң-сәвийәсини ойғитишта, яш зиялилиримизниң, талант егилириниң өсүп-йетилишидә алаһидә роль ойниғанлиғи талашсиз. Униң сарғийип қалған сәһипилирини варақлайдиған болсиңиз, буниң ярқин мисаллирини көрисиз. Җүмлидин кеңәш уйғур әдәбияти асасини салғучиларниң бири болған Өмәр Муһәммәдийниң көплигән шеир вә һекайилири әйнә шу гезитта йоруқ көргән. Мәсилән, гезитниң 1927 — 1928-жиллири чиққан санлирида әдипниң «Гүлләр теридуқ», «Үзмәңлар», «Алдимизда техи», «Әнди талғимамсән» шеирлири билән «Еғир күнләрдә», «Пайдисиз пушманлар» намлиқ һекайилири бесилған.
Әнди гезитниң 1931-жили 18-марттики санида шаирниң вапатиға мунасивәтлик некролог берилипту. Униңда устаз-шаирниң һаят йоли, әмгәк паалийити қисқичә ейтилип, бир түркүм йеңи шеирлири берилгән. Уни оқуп, һәддидин ташқири намратчилиқ турмуш ақивитидин яшлиғидинла сил кесилигә дучар болуп, һаятиниң бәкму бевақит қийилғиниға ечиндим. Өмәр бари-йоқи 25 жил һаят кәчүрүп, бәш-алтә жилла иҗадийәт билән шуғулланған болсиму, әдәбиятимиз тәрәққиятиға чоң тәсир йәткүзүп, өчмәс изини қалдуруп үлгирәлиди. Әдип җәмийитимиздә, һаятимизда болуватқан зор иҗтимаий-тарихий өзгиришләр долқунида үзүп, өзигә хас авази билән иҗат қилди, кәйни-кәйнидин йеңи әсәрләрни барлиққа кәлтүрүп, исми аммибаплиққа айланди. Өмәр Муһәммәдий мошу тәвәдила әмәс, Шәрқий Түркстан зиминидики талай қәләм саһиблириниң устази сүпитидә тонулди.
Өмәр Муһәммәдийниң туғулғиниға бийил 105 жил вә вапат болғиниға 80 жил болупту. Буму улуқ намайәндимизни бир әскә алидиған пәйт. Өмәр 1906-жили һазирқи Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Йеңишәр йезисида батрақ аилисидә туғулған. Дадиси Тоқа бовай язда етизға чиқип, қишта тағдин отун тошуп, аилисини асриса, аниси һаллиқларниң ненини йеқип, кир-қатини жуюп, тирикчилик қилатти. Мәшәқәтлик әмгәк, йоқсизчилиқ уларниң саламәтлигигә хелә зиян йәткүзиду. Өмәр алтә яшқа киргәндә, ғәмгүзар анисидин айрилип қалиду. У 1918-жилғичә йезида дадиси билән мошундақ еғир һаят кәчүрүп, андин туққанлириниң ярдими билән Алмутидики Сайбойи мәһәллисигә көчүп келиду вә мошу йәрдә өз тирикчилигини давамлаштуриду.
Кеңәш һакимийити орниғандин кейин, йоқсулларниң бири Өмәр Муһәммәдийму оқуп, билим елиш мүмкинчилигигә егә болиду, йәни он төрт йешидин мәктәп ишигини ачиду. У 1922-жили Алмутида ечилған үч айлиқ курсни пүтирип, Ташкәнттики аз санлиқ милләтләр билим орнида оқуйду. Уни 1927-жили үлгилик тамамлап, Алмутиға келиду вә «Зәрват» мәктивидә бир жил муәллим болуп ишләйду. Андин Челәккә келип, устазлиқ паалийитини давамлаштуриду. Мошу йәрдин Өмәр Яркәнт шәһиригә көчирилгән «Зәрват» (кейин у педтехникумиға айландурулди — А.Т.) мәктивигә әвәтилип, яш әвлатқа билим вә тәрбийә беришкә иҗдиһатлиқ билән киришиду. Шуниң билән бир қатарда, илмий мудирлиқ хизмитиниму атқуриду. Замандашлириниң ейтишичә, Өмәр Муһәммәдийниң математика пәни бойичиму ихтидари күчлүк болған екән. У оқуғучиларға математика вә әдәбият пәнлиридин чоңқур билим беришкә барлиқ күч-қувитини сәпәрвәр қилиду. Шундақла иҗадийәт биләнму ахирқи дәмлиригичә қизғин шуғуллиниду. Униң билән биллә Һезим Ниғмәтов, Муса Халиқов, Шерип Сопиев, Абдуғопур Розибақиев, Абдурахман Камалов, Шакир Адилов вә башқа көрнәклик зиялилар паалийәт елип баратти. Улар миллий маарипимизниң дәсләпки қалиғачлиридин еди. Устазлар арисида Өмәр Муһәммәдийниң исми алаһидә һөрмәт билән тилға елинатти.
Өмәр Яркәнттә чиқиватқан «Кәмбәғәлләр авази» гезитиниң редакцияси биләнму йеқин мунасивәттә болуп, униң сәһипилиридә әсәрлири пат-пат йоруқ көрүп туратти. Мәлумки, у жиллири уйғур шеирийити техи йеңидин шәкиллиниш җәриянини баштин кәчүрүвататти. Өмәр болса, униң башламчисидин болуп, йеңидин қолиға қәләм алған талантларға устаз болалиди. Бу һәққидә һаят вақтида көрнәклик мәрипәтчи Сидиқ ака Зулияровниң маңа сөзләп бәргәнлири хатирә дәптиримдә йезиқлиқ турупту: «1929-жили Алмутидин «Зәрват» мәктиви Яркәнткә көчүп келиши билән бир топ уйғур зиялириму биллә кәлди, — дегән еди у. — Шу жиллири мән наһийәлик маарип бөлүмини башқурувататтим. Шуңлашқа йеңи билим дәргаһиниң оқутқучилири билән йеқиндин арилишип жүрдүм. Өмәр Муһәммәдий иш баби билән пат-пат маарип бөлүмигә келәтти, үзму-үз сөзлишәттуқ. У чирайи җүдәң, наһайити кәмтар, силиқ-сипайә, өз пәнини йетүк билидиған педагог еди. Шуниң билән биллә, ағриғиниң еғирлиғиға қаримай, илһам билән язатти. Гезитта давамлиқ бесилип туридиған шеир, һекайилири адәмләрдә алаһидә тәвриниш һасил қилатти, уларни оқуп, бәһирлинәттуқ.
Өмәр Яркәнттә Мурых дегән кишиниң өйидә туруп ишлиди, өй егилириму устазлардин еди, улар Өмәрни туққинидинму ошуқ көрәтти. 1931-жили йеңидин баһар келип, адәмләр қәлби яшнаватқан күнләрниң биридә, шу рус жигити таң сәһәрдә Өмәрниң вапат болғанлиғи тоғрилиқ шум хәвәрни бизгә йәткүзди. Көп өтмәй, униң өйигә йетип бардуқ. Шаир яғач каривәттә, бир қоли саңгилиған һаләттә йетипту. Ағзидин ақ көвүк чиқип кетипту, чирайи зәпирәңдәк сарғайған. Үстәл үстидә қәғәзлири чечиқлиқ турупту. Униң биригә йезилған шеир мисралирини оқудуқ:
Пилдирлиған чирақлириң
өчти әнди,
Һур һаятим қара йәргә
көчти әнди…
Арманлирим көп еди…
Шеирини аяқлаштуралмапту.
Мурыхниң аяли бизгә әһвални чүшәндүрүп бәрди. Шу кечиси Өмәрни ағриғи қаттиқ беарам қилиду. Ағриққа чидалмиған шаир тамни уруп, өй егисини чақириду. Йолдиши дохтурни чақирип келишкә кетиду, аяли Өмәрниң йенида сәкпарә болуп қалиду, кәлгән дохтурму һеч нәрсә қилалмайду. Ахири Өмәр Мурыхниң аялиниң қолида җан бериду.
Көп өтмәй, Алмутидики Сайбойи мәһәллисидики ағриқ дадиси Тоқа бовайму аләмдин өтиду. У Өмәрниң вапат болғинидин бехәвәр еди…
Шу күни Яркәнт тәвәси матәмгә чөмиду, еғир җудалиқ хәвәр барлиқ җайлардики һәр бир уйғурниң жүригини моҗуйду. Мәктәпләрдә оқуш тохтитилиду. Педтехникумда турақлиқ чиқип турған там гезитиниң новәттики сани Өмәрниң һаятиға беғишлиниду. Мәрһумниң мурдиси билим дәргаһиниң залиға қоюлуп, видалишиш рәсмийитидин кейин, ахирқи сәпәргә узитилиду. Җәсиди шәһәрниң ғәрбий қисмидики «Пашалиқ баққа» дәпин қилиниду…»
Шуниңдин бу ян топ-тоғра 80 жил өтүпту. Арилиқта нурғун өзгиришләр йүз бәрди. Амма хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди Өмәр Муһәммәдийниң ярқин қияпити, өлмәс мираслири қәлбимиз төридин һелиғичә мустәһкәм орун егиләп кәлмәктә. Униң исми, қалдурған роһий мираси әвлаттин-әвлатқа өтүп, мәңгү сақлиниду. Буниңдин оттуз жил муқәддәм яркәнтлик мәрт-мәрданә оғланлиримизниң бири Турсун Семәтовниң тәшәббуси вә беваситә күч чиқириши, мәблиғи түпәйли Өмәр Муһәммәдийниң мурдиси «Пашалиқ бағдики» харабийлиққа айланған җайдин шәһәрниң шәрқий қисмидики қәбирстанлиққа қайтидин дәпин қилинип, униңға ядикарлиқ орнитилди.
Миннәтдар әвлат бүйүк әдип исмини әбәдийләштүрүшниң әмәлий ишлирини қилип, уни хатириләп кәлмәктә. Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисида Өмәр Муһәммәдий намидики оттура мәктәп, Яркәнт шәһиридә шаир намида атилидиған коча вә мәһәллә бар. Улуқ әдипниң туғулғининиң 100 жиллиғи Панфилов наһийәси рәһбәрлигиниң һәм наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси вә уюштуруши билән кәң даиридә тәнтәнилик атап өтүлди.
Пурсити кәлгәндә, шуниму ейтип өтүш керәкки, әдәбият саһасидики тәтқиқатчи-алимлар, шаир-язғучилар Өмәрниң әсәрлирини издәп тепип, униң һаяти, иҗадий паалийити тоғрилиқ хелә әсәрләрни язди. Шуларниң бири — атақлиқ язғучи Җамалидин Босақовниң «Ялқун» повести. Мәшһур алим Мурат Һәмраев болса, 1968-жили «Өмәр Муһәммәдийниң талланма әсәрлири» китавини нәшир қилди.
Ойлап көрсәк, аридин қириқ үч жил өтүпту. Улуқ әдипниң туғулғининиң 110 жиллиғиму йеқинлишиватиду. Шуңғичә Өмәр Муһәммәдийниң талланма әсәрлирини топлап, нәширдин чиқиришқа һамийлиқ қилидиған бирәр мәрданә оғланлиримиз мәйданға чиқса, наһайити соваплиқ иш қилған болар еди…
Абдукерим ТУДИЯРОВ,
Қазақстан Җумһурийитиниң Пәхрий журналисти.
© Уйғур авази