men_we_kolenggem

«Мән вә көләңгәм»

Гезитханларниң ядида болса керәк, йеқинда журналист Азнат Талиповниң «Мән вә көләңгәм» намлиқ китави йоруқ көргән еди. Төвәндә гезитханлар диққитигә әйнә шу китаптин үзүндини һавалә қиливатимиз.

ЯЛА-ТӨҺМӘТ ПСИХОЛОГИЯСИ

Иҗтимаий торда җәмийәтлик паалийәтләрдә көзгә көрүнгән шәхсләргә түрлүк-түмән яла-төһмәтләрни чаплаш «әнъәнигә» айланди. Немә үчүн бу ишлар йүз бериватиду?
Интернет дәвридики яла-төһмәтму чоң мәнивий зәрбә бериш қуралиға айланди. «Иҗтимаий тор (ватсап, фейсбук в.б) арқилиқ жүргүзүлгән һуҗумларниң асасий мәхсити немидин ибарәт?», дегән соалға җавап издәп көрәйли.
1. Питнә-пасат, төһмәт нишани болған шәхсниң аброй-инавитини әл-жут алдида чүшириш.
2.Әтрапидики адәмләр арисида бу шәхскә нисбәтән гуман, ишәнчисизлик пәйда қилиш. Уни тәнһа қалдуруш.
3. Шәхсни мәнивий җәһәттин кардин чиқирип, роһий азапларға селиш.
4. Роһини сундуруп, арзу-нийәтлиридин, реҗилиридин баш тартқузуш.
Әнди бу һуҗумни кимләр жүргүзүши мүмкин?
1. Мәйдандики риқабәтчиләр, зиддийәтләшкән қарши тәрәп.
2. Икки топниң зиддийитидин мәнпийәт издәйдиған үчинчи тәрәп. Йәни бир қәвмгә мәнсүп икки топниң бирлигини халимайдиған күчләр аридики қариму-қаршилиқни техиму күчәйтиш үчүн аразилиқ уруғини сепиши мүмкин.
3. Сағлам сәясий сәвийә һәм һәмкарлишиш еңи йетилмигән қәвмдә яла-төһмәт шәхсий өч елиш, һесап айриш қуралиға айлиниду. Шәхсийәтчиләр, эгоистлар питнә-пасат арқилиқ өзлиригә яқмай қалған яки аразилишип қалған адәмниң җәмийәттики орнини төвәнлитиш арқилиқ, көңлидики «еһтияҗини» қанаәтләндүрүп, өзлириниң орнини қарши тәрәпниң «бошиған» балдиғида сақлап қалмақчи болиду. Улар хәлиқниң бирлик сепигә зиян йәткүзүватқанлиғи һәққидә ойлапму қоймайду. Пәқәт өзиниң хаһишини әмәлгә ашурсила болди.
4. Түрлүк-түмән көзқарашларни, идеяларни муһакимә, муназирә қилип, тоғра йолни таллап, пикир бирлигигә кәлгәндин кейин, һәрикәт бирлигини қолға кәлтүрәләймиз.
Умумға ортақ асасий нишанни ениқ бәлгүләвалғандила һәрикәт йөнилишини шу нишанға йетиш йолиға салғили болиду. Ортақ нишанни көрмәслик, униңға йетиш йолида һәмкарлишиш принциплирини бәлгүләвалмаслиқ қалаймиқанчилиқларни туғдуриду.
5. Һәрбир адәмниң сәвийә, мүҗәз-хулуқ алаһидиликлиридин келип чиқидиған зиддийәтләрниң өз вақтида өз даирисидә рәтлинип кәтмигәнлиги сәвәвидин, бир-бирини яманлашлар, асассиз әйипләшләр техиму әвҗигә чиқиду.
6. Күндилик турмуштики муамилә, мунасивәт ихтилаплири түпәйли түнүгүнла йениңда болғанлар тәрипидин һечбир асассиз әйиплинип кетишниң тегидә немә бар?
Бүгүнки күндә «Мән өч көргән адәмни әнди пүтүнсүрүк милләт өч көрсун», дегән сәвийәдики адәмләргә иҗтимаий тор «чоң таянчиға» айланди.

ПСИХОЛОГИЯЛИҚ
УРУШНИҢ ҚУРАЛИ

Әнди яла-төһмәт, питнә-пасатни инсан мунасивәтлиридики мәнивий аздуруш ретидила әмәс, психологиялик урушта пайдилинидиған бир қурал сүпитидә қараштурайли.
Миладидин илгәрки VI әсирдә яшиған хитай һәрбий қомандани Сунцзы кәспий дәриҗидә тәшкилләнгән психологиялик урушни қандақ жүргүзүш һәққидә мундақ язиду:
«1. Дүшмән рәһбәрлигиниң аброй-инавитини чүшириш үчүн түрлүк-түмән бузғунчилиқ жүргүзүп, һаҗәт пәйттә көпчилик алдида рәсва қилиң.
2. Бу мәхсәттә әң рәзил вә әң пәс кишиләр билән һәмкарлиқ орнитиң.
3. Сизгә дүшмән болғанларниң арисида җедәл-маҗра вә тоқунушларни кәлтүрүп чиқириң.
4. Яшларни яшанғанларға (чоңларға) қарши турушқа үндәң.
5. Әхбарат вә шерикләрни сетивелиш үчүн соғиларни, пул вә вәдиләрни айимаң, чүнки улар әла нәтиҗиләрни елип келиду».

ӨЗИНИ ӨЗИ ҺАЛАК ҚИЛИШ ҚУРАЛИ

Психологиялик қуралниң ярдими билән һәқ билән наһәқчиликни айрийдиған тәпәккүрдин мәһрум қилип, пикир қалаймиқанчилиғини кәлтүрүп чиқиду. Бир-биригә болған гуманхорлуқни, ишәнчисизликни күчәйтип, мәнивий езиқишни қанат яйдуриду.
Мисал: Авғанстандики урушта муҗаһидларниң бир қураллиқ топи наһайити маһирлиқ билән җәң қилип, Кеңәш әскәрлиригә чоң чиқим йәткүзүпту. Бу отряд рәһбириниң уруш жүргүзүш тактикисини яхши өзләштүргәнлигидин екән. Қураллиқ топни йоқитиш үчүн жүргүзүлгән алаһидә һәрбий операцияләр һеч нәтиҗә бәрмәпту. Ахири психологиялик қурални пайдилинишқа тоғра кәпту. Отряд рәһбириниң Кеңәш дөләт бехәтәрлик комитети билән мунасивитиниң барлиғи, шуниң үчүн отрядида көп чиқим болмайдиғанлиғи һәққидә ялған әхбарат тарқитилипту. Бу хәвәр чақмақ тезлигидә Кеңәш әскәрлиригә қарши урушуватқан барлиқ қураллиқ топларға йетипту. Көп өтмәй сәпдашлири униңға ишәнмәйдиған, муһим пәйтләрдә һәтта буйруғини орунлимайдиған болуп қапту. Қурал күчи билән йеңилмигән бу отряд ахири психологиялик қуралниң арқисида чапсанла  тәслим болупту.
Тәқипләш жиллири НКВД тәрипидин илғар шәхсләргә, зиялиларға кийгүзүлгән «Җасус», «Хаин», «Агент» қалпақлири бүгүнму дуниядики психологиялик урушларда оңушлуқ пайдилинилмақта.
Тоталитарлиқ түзүм һөкүм сүргән дәвирдә һәрқандақ милләтниң илғар шәхслирини һәртүрлүк амал билән бир-биригә қарши әризә яздуруп, яки өзлири уюштуруп мәхсус тартмиларда сақлаттекән. Нәтиҗидә бир-биригә ишәнчисизлик, гуманхорлуқ техиму овҗ елип, бирликкә келиш мүмкин әмәс иш болуп қалидекән.

НЕМИГӘ ДИҚҚӘТ БӨЛҮШИМИЗ КЕРӘК?

Адәм тән вә аңдин туриду. Заманивий күрәш инсанийәтниң тени үчүн әмәс, аң-сәвийәси үчүн кетип бариду. Қуруқ тәнләргә һечким муһтаҗ әмәс. «Программиланған аңға» егә тәнләр программа «ғоҗайиниға» адил хизмәт қилиду.
Интернет — тәрәққиятниң бир көрүнүши болсиму, әң чоң тәшвиқат-тәрғибат қуралиға айланди.
Һәрбир милләтниң өзигә хас миллий еңи бар болуп, у узун тарихий тәрәққиятниң мәһсули.
Миллий аң нәзәрийәвий вә күндилик сәвийәдин туриду. Нәзәрийәвий сәвийә милләтниң моҗут болуп туруши, тәрәққият стратегиясини бәлгүләйдиған идеявий көзқарашни, йәни идеологияни өз ичигә алиду. Күндилик сәвийә җәмийәт әзалириниң қизиқишини, еһтияҗини, һиссиятини, кәйпиятини вә күндилик мәнпийитини өз ичигә алиду.
Нәзәрийәвий сәвийәни, йәни идеологиясини бәлгүләлмигән милләт күндилик сәвийәниң чаңгилидин чиқалмай қалиду. Күндилик сәвийә һәрқачан қоршиған иҗтимаий муһиттин бөләк ташқи күчләр тәсиригиму көп учрайду. Күндилик сәвийә һәрхил зиддийәт-тоқунушлардин тәркип тапқан.
Шәхсләр арисидики деструктив тоқунуш төвәндики көрүнүшләрдә өз ипадисини тапиду:
1. Ой-пикир, көзқараш, идея қариму-қаршилиғини ипадилигән адәмниң мәвқәсини «хата», пәқәт өзиниң мәвқәсини «дурус» дәп қарап, иккинчи тәрәпни дүшмән сүпитидә қобул қилиш.
2. Иккинчи тәрәпниң артуқчилиғини етирап қилиш, тән елиш еңиниң камчил болуши.
3. Иккинчи тәрәпниң мәнпийитини һесапқа алмаслиқ.
Сәпдишиңға нәп берәлмисәң, у һәқиқий сәпдаш болалмай қелиши еһтимал. «Интизар» журналида йоруқ көргән төвәндики мисални кәлтүрүп өтәй: Шир билән Бөрә бирлишип оға чиқип, бир Буғини тутувапту. Амма ортақ олҗиси болған Буға гөшини бөлүшәлмәй, бир-бири билән қаттиқ елишипту. Ахири Шир йеңип чиқипту. Бөрини өлтүргини билән өзиму еғир ярилинип, һалсизланғанлиқтин Буға гөшини йәләлмәпту. Буға гөши башқа һайванларниң әнчисигә тегипту. Әгәр Шир билән Бөрә келишип, Буға гөшини бөлүшкинидә, һәр иккиси вақтини, күчини тоқунушқа сәрип қилматти, таамдин һөзүрлинәтти.
Шуниңға охшаш бирәр мәнзилни көзлигән инсанларниңму көңлигә пүккән арзу-һәвәси, тамаси, мәнпийити болиду. Маслашқан мәнпийәтләр һәмкарлиқ нуқтисида қийилишип, бир сизиқта ортақ нишанға илгириләйду. Тоқунушқан мәнпийәтләр аразлиқ нуқтисидин иккигә бөлүнүп, бир-биридин жирақлайду.
Өзара чүшәнмәсликниң тоғра йолини тепишқа интилиштин көрә, һәрқандақ усул билән тоқунушта ғалип чиқишни әң муһим дәп билиш техиму күчийиду.
Инсанни асасән һис-туйғу, һиссият йетәкләйдекән. Шуңлашқа сағлам туйғу егиси болушқа тиришиш керәк. Хәлқимиздә ейтилидиған «соғ қанлиқ кишиләр» — нәқ шу сағлам туйғу егилири. Сиз бирнәччә алий билим дәргаһиниң дипломиға егә болсиңизму, сағлам туйғу егиси болмисиңиз, тоқунушларни кәлтүрүп чиқисиз.
Заманивий тәләппузда, «эмоционал әқилгә» (һис-туйғу параситигә) (эмоциональный интеллект) егә болғанлар тоғра йол тапалайду.
Адәм — сәвийәгә, әқил-идрәккә егә йеганә мәхлуқ. Әҗдатлири сәвийә җәһәттин қанчә төвәнлигәнсири, әвлатлири аң җәһәттин шунчә аҗиз болиду. Сәвийәси муқум әмәс әвлат техиму сапасиз әвлатни дунияға елип келиду. Мана бу — әң хәтәрлик йери. Шуңлашқа бүгүнки шараитимизда бизниң барлиқ күч иқтидаримиз қаритилидиған асасий йөнилиш сапалиқ әвлат тәрбийиси болуши керәк. Ундақ болмиған тәғдирдә, әвлат алмишиш қанунийитигә қаритилған, көзгә көрүнмәйдиған дәһшәтлик мәнивий урушниң қурванлириға айлинип қалимиз.

АЗНАТ ТАЛИПОВ