Среда, 27 ноября, 2024
ТарихУйғурлар

Memtili ependi

 

Мәмтили әпәнди 1901- йили Атушниң Буйамәт кәнтидә Тохтаҗи исимлик йитишкән тевип аилисидә дунйаға кәлгән. Униң ата-аниси өз заманисиниң тәрәққийпәрвәр кишиләридин болуп, аилиси мәрипәтни, елим пәнни һимайә қилғучи аилә иди. Мәмтили әпәнди дунйаға көз ачқан йиллар һәммә йәрни зулум қаплиған, истиедат чәккә чиққан, хәлқ наданлиқ вә қалақлиқ қойнида еғир һалсираватқан қараңғу дәвр болғачқа, Тохтаҗи тевип оғлиниңму надан, қалақ болуп қалмаслиқи үчүн әмдила сәккиз йашқа киргән гөдәк Мәмтилини уйғур маарип тарихидики тунҗи пәнний мәктәпкә оқушқа бериду. Йеңичә пәнний мәктәптә оқуш, устазлириниң әстайидил тәрбийиси Мәмтили әпәндиниң илғар дунйа қараш шәкилләндүрүшидәк түрткилик рол ойниди. Мәмтили әпәнди мәктипидики оқушни ахирлаштурғандин кийин 1920-1921-йиллири дадиси Тохтаҗи билән биргә Или, Бортала вә Чөчәк қатарлиқ җайларға бариду. У йәрләрдә күзи техиму ечилип җаһаләт вә наданлиқ искәнҗисидики хәлқниң һайати билән кәң түрдә учиршиду; Техиму тиришип өгинип, кәң даиридә елим тәһсил қилип, хәлқни билим билән ойғитиш ирадисини тикләйду, у Чөчәктә көп тәрәплимә мәлумәтлиқ диний зат, мәрипәт үчүн өзини атиған бу җасарәтлик йигиткә меһри чүшүп қалиду һәм уни тәрбийиләйду. 1924- йили Абдуқадир дамулламниң суйиқәсткә учурғанлиқини аңлиған Мәмтили әпәнди чәксиз қайғу-әләмдә дегән шеирини йазиду: оқиди-ашти башқилар биздин, әй қәдирданлар, көргәчкә уларниң иҗтиһатини қайнар виҗданлар. Һавада лачиндәк җәвлан қилур башқа милләтләр, қалдуқ биз улардин бәкму арқида, ойла үммәтләр.

Бу шеир кишләр тәрпидин көчүрлүп там-тамларға чаплинип кетиду,хәлқ Мәмтили әпәндини техиму тонуйду. Мәмтили әпәнди Чөчәк тәвәсидә тәсирниң күнсери күчийиватқанлиқиға йеқиндин диққәт қиливатқан Йаң Зеңшинниң марақчиси уни кечә-күндүз назарәт қилиду. Тәқиб ичидә қалған йаш шаир устази Мурат әпәндиниң сәмимий атидарчилиқи билән 1926- йили бир кечидила чегирдин чиқип кетиду. Йат әлләрдики сәрсанлиқ-сәргәрданлиқ шуниңдин башлиниду. Мәмтили әпәнди 1928- йили бир ақ көңүл түрүк қеридишиниң йардими билән Қирим арили арқилиқ Истанболға бариду. Мәмтили әпәнди 1920- йили Атуштин чиқип кәткәндин тартип таки Истанболға йитип барғучә болған он йилға йеқин вақит ичидә һайатниң унтулғусиз җапа-мушәитини тартиду, һәрхил идийә-еқимлар билән учиршиду. Хилму хил кишиләр билән учиршиду, демәк у оттуз йашқа қәдәм қойғучә пишип йетилгән бир адәм болуп чиқиду. У Түркиийгә титип кәлгән йиллири, Түркийиниң қанун түзүмлири йеңилинип,мәдинйәт-маарип ишлири гүллинип, иқтисади күчийип, тәрәққийат сүрити тизлишип тәрәққий тапқан әлгә айлиниватқан мәзгил иди. Мәмтили әпәнди 1929-йилдин 1932-йилғичә болған үч йиллиқ оқуш җәрйанида, Мәмтили әпәнди һәқиқий бир лайақәтлик оқутқучиға хас салаһийәтни һазирлайду. У Түркийә гизитлиридә кәйни-кәйнидин елан қилиниватқан, Шинҗаң һәққидики хәвәрләрни көриду, хәлиниң тәқдири, йуртниң исиқбалиға изчил көңүл бөлүп келиватқан Мәмтили әпәнди Қумул деһқанлар инқилаби қушуниниң җәнубий шинҗаң тәвәсигә өткәнликини аңлап төвәндики парчини йазиду: аңлидуқ әй ана дийар сәндин чуқан, партлиди залимға қарши волқан. Пачақлашқа қуллуқ кишән-зәнҗирини, алға, артқа қайтма җәңдин батур инсан.

Мәмтили әпәнди йурртиға дәрһал қайтиш қарариға келип хәлқни наданлиқ, қашшақлиқ вә зулумдин қутқузуш үчүн ақартиш елип беришниң тәхирсизликини һес қилиду вә йуртиға ахирқайтип келиду. У бир йитишкән мәрипәтчи сүпитидә хәлқ арзусини чиқиш қилип мәрипәт вә елим-ерпан идийисини кәң тәшвиқ қилди. Йеңи маарип һәрикәтлири вә 3-қетимлиқ маарип долқуни Атушта йеңи пәллигә көтүрүлди. Мәмтили әпәнди бу җәһәттә актип тәшкиллигүчи вә паалийәтчи болиди. У тәшкил қилған <> зулмәт дунйани йурутқучи мәшәл болуп йанди. У мәшәл диний чәклимә, феоданлиқ тәртип вә зураван күчләрниң қаттиқ искәнҗисигә еленған болсиму үчүп қалмиди. Мәмтили әпәнди бу җәһәттә мундақ йазиду: биз муәллим йуртларда мәктәп ачимиз, хәлқимизгә йупйуруқ нурлар чачимиз. Талай йиллар зулмәттә тенәп хар болдуқ, елим-ирпан йулиға шунчәзар болдуқ.

Мәмтили әпәнди Атушниң 24 кәнтидә 24 башланғуч мәктәп тәсис қилип, уйғур маарип тарихида йеңи сәһипә ачти. У қиливатқан ишниң һәқ икәникигә чоңқур ишәнгән һалда йәниму илгириләп дәсләпки қәдәмдә он миңдин артуқ оқуғучи қобул қилип, Атушта мисли көрүлмигән йеңилаш, ақартиш вәзийити шәкилләндүрди. Мәмтили әпәнди 1935- йили йазда охшаш форма кийгән йүз нәпәр оқуғучини таллап йәни <<>> тәшкилләп өзи баш болуп. Марш вә нахшиларни ейтип пәйзиват, тоқузақ, опал, ташмилиқ, йеңисар, вә Қәшқәр шәһәр етирапини айлинип, йеңи маарип вә униң нәтиҗисини тәшвиқ қилиду, Мәмтили әпәндиниң бу җәңгивар һәрикити Қәшқәрдә туруватқан қомандан вә мәрипәт пәрвәр Мәһмут Муһитииң қоллап қувәтлишигә иршиду. Талантлиқ, отйүрәк шаир Мәмтили әпәнди нурғун шеирларбилән биргә <<>> сәрләвһилик чоң һәҗимлик дастанни йезип тамамлайду. Маарип хизмити муқәддәс хизмәт дәп чоңқур муһәббәт бағлиған һәм униң үчүн бир өмүр һармай-талмай көйүп-пишип, әҗир сиңдүргән Мәмтили әпәнди өзи талливалған тоғра йол үчүн йаш һайатиндин айрилиду–мәрипәт дүшмәнлири уни дәрихана мунбиридин тутуп кетип, 1937- йили 30-май күни у Шеңшисәй һакимийитиниң жандармилири тәрипидин вәһшийләрчә қәтлә қилиниду. Мәмтили әпәнди түрмигә елинғандин кийин, тизпүкмәс ирадиси вә қәйсәранә роһини намайан қилиду вә мундақ йазду. Урғуп турған иссиқ қан җисмимдаисйан етәр, көндә муштумдәк кисәк хәт йезип түгәп кетәр. Мәмтили әпәнди өзниң тарихта өчмәс маарип паалийәтлири вә әдбий иҗадийити билән һазирқи заман уйғур әдәбийати вә маарип тарихида муһим урун тутиду. Бизуйғур демократик әдәбийатиниң бу мәшһур вәкилини чоңқур сеғиниш иликидә әсләймиз, у хәлқимиз қәлбидә мәңгү һайат.
Қәтли қилинип болуп көйдүрүветилгән маарипчи

1937- йили 5-айниң 4-күни әтигәндә, Мәмтили әпәнди адити бойичә сомкисини елип уйушмиға бариду. Бу чағда, Қәшқәр шәһиридин кечиләп йолға чиқип, таң етиштин бурун Атушқа йитип кәлгән Қәшқәр вилайәтлик сақчи идарисиниң муавин башлиқи Убулқасим адәмлири билән Мәмтили әпәндиниң келишини күтүп турған иди. Мәмтили әпәнди уйушмиға кириши биләнла, улар Мәмтили әпәндини қолға алиду. Бу мудһиш хәвәрни аңлиған миңлиған амма вә оқутқучи – оқуғучилар йүгүрүшүп йолға чиқиду. Улар сақчиларниң қолиға койза селинған Мәмтили әпәндини бир сок-сок йалиңач атқа миндүргиничә ариға елип кетиватқанлиқини көриду. Буни көргән әр айаллар үнсиз уһ тартишиду. Оқуғучилар «әпәндим!» дәп вақирап, үн селип йиғлишип кетиду. Йалиңач ат үстидә мәһбус сүпитидә олтурған Мәмтили әпәнди оқутқучи-оқуғучилар вә йуртдашлири билән бешини лиңиштип хошлишиду. Сақчилар Мәмтили әпәндини оттурға алған пети тохтимай меңип, Қумалтағ тәрәпкә кетип қалиду…

Мәмтили әпәнди удул Қәшқәр сақчи идарисигә йалап апирилғандин кейин, сақчи башлиқи Қадир һаҗиниң алдиға елип кирилгән. Қадир һаҗи Мәмтили әпәндини көрүп, көрәңлик билән қақақлап күлүп кәткән…
Мәмтили әпәнди Қәшқәр вилайәтлик сақчи идарисидә қисқа сорақ қилинғандин кейин, Йавағ түрмисигә елип берилип 14-камерға тәнһа солап қойулған… Мәмтили әпәнди өзи йалғуз соланған камерниң җәнуби темиға атқа мингән бир адәмниң рәсимини сизип астиға: «мән 1937-йил 5-айниң 4-күни сәйшәнбә бу йәргә кирдим, мени наһәқ қолға елишти» дәп йезип қойған.

1937- йили 5-айниң 30-күни сәһәрдә, Қәшқәр Йавағ түрмисигә қамақлиқ 300 дин артуқ сийаси мәһбус түрмә һойлисиға йалап елип чиқилип, туташ оққа тутулғандин кейин, бензин чечип көйдүриветилгән. Қәшқәр сақчи идарисиниң башлиқи Қадир һаҗиниң башқуришидики бу түрмини шу чағда совет итипақиниң Қәшқәргә киргүзгән қирғиз атлиқ қисимлириниң түәнҗаңи Мәвланоп үчйүздәк әскири билән сақлайтти.
1937- йили 12-айда, Шең Шисәй омумән илгири Төмүр, Осман, Сабит дамоллам, Махосән вә Мәһмут Муһитиға әгишип паракәндичилик салғанлар бирдәк қолға елинип тазлиниду, дәп җакарлиған. Қәшқәрдә 5000киши қолға елинған. Улар бирдәк «хаин» дәп җакарланған һәмдә мал-мүлки мусадирә қилинған. 12-айниң 17-күни Қәшқәр райунида «хаинларниң мал-мүлкини ениқлаш һәйити» қурулған. Шиң Шисәй өзиниң мустәбит һакимйитини мустәһкәмләш вә Сталиндин алған қәрзини қайтуруш үчүн, мушу баһанида, Шинҗаң миқйасида нурғун чоң байларни қолға елип, уларниң мал-мүлкини мусадирә қилған. Йәнә бир җәһәттин көзгә көрүнгән әмәлдарларни вә зийалиларни қирип түгәткән.

Әйни йиллири Йәкән вилайәтлик уйғур уйушмисиниң рәиси вә Йәкәнниң һакими қатарлиқ хизмәтләрни өтигән Абдурешит Йүсүп әпәндиниң ейтип биришичә,(Йавағ түрмисини сақлиғучи)Мәвлануп, терисигә сиғмай һөкүрәп йүргән заманлирида, интайин қәбиһ ишларни садир қилған икән. У бир қетим, қурбан һейтида қаттиқ мәс болуп қелип, Дадқибай дигән ағийниси билән адәм өлтүрүштә бәслишип бақмақчи болуп, башқиларға буйруп түрмидин 40 нәпәр мәһбусни елип чиқип, уларни оң-сол қилип қатар йатқузуп, йенидин пичиқини чиқирип, башқиларға көрситип туруп: «мән пичақни бир қетимдин сүрүш билән, бу оң тәрәптикиләрниң җенини тезлик билән алалаймән, сол тәрәптә йатқузулғанларни Дадқибай боғузлисун» дәп, җаллатлиқ маһаритини көрсәткәникән… Шу заманлардики қанлиқ вәқәләрниң һазир бар болған шаһидлири Мәвланопниң қилмиш-әтмишлирини ғәзәп билән һекайә қилишиду. Бундақ һикайиләрни тарихчи Аблимит Рузи маңа көп қетим қайнап туруп байан қилип бәрди.

Уйғур хәлқиниң мушу әсирдики әң олуғ маарипчиси, талантлиқ тәшкилатчиси, от йүрәк композитори вә шаири, нами мәңгү өлмәс оғли Мәмтили әпәнди уйғур хәлқи алдида қан-қәрзгә патқан, хәлқни зар-зар қақшатқан ашу Мәвланоп дегән җаллатниң қолида, 1937-йил 5-айниң 30-күни таң сәһәрдә етип ташлинип, арқидинла көйдүрүветилгән.

Мәмтили әпәнди түрмигә қамалғандин кейин, 14-камерниң тамлириға бир нәччә парчә шеир йезип қойған:

Нәччә йил кәзгән идим бу дийари ғурбәтни,
Көрмигәнидим мундақ азабу-оқубәтни.
Ақивәт вәтәнгә келип, қилип хәлқ үчүн хизмәт,
Мукапат орнида алдим бу азари күлпәтни.

Тақитим тақ болди мундики хәлқниң нидайидин,
Қулақлирим гас болди кишәнләр садайидин.
Гунаһи нә икән бунда қамалған нәвқиранларниң?
Һәққә ойғуни йоқтур теңилған шу гуманларниң.

Роһим әҗәп қисилди йалғузлуқта, тутқунда,
Саәтлирим өтмәктә кишәнлинип зулмәттә.
Йешим оттуз алтә йаш, таштин бәттәр қатти баш,
Ада болар охшаймән бу хил қайғу – һәсрәттә.

Мәмтили әпәнди қайнап турған ғәзәплик һессийати билән, камер тамлириға шеирларни йезип тошқузивәткән:

Булбуллар тутқун болди, йуртни булғиди қаға,
Ким болса вәтәнпәрвәр бир күн есилур дарға.

Бу қараңғу йилларда тапалмидим адаләт,
Адаләткә интилсәм қолға алди сийасәт.

Хәлқим үчүн илим-пән, тәрәққийат издидим,
Нийитим сап, дилим ақ, өткүзмидим җинайәт!

Қадир һаҗи кирип кәлди, йенида гундипай алтә,
Һәқиқәт нә? адаләт нә? билмәйду әқли бәк калтә.

Кишән қисти сени Тәвпиқ қилма зәрричә пәрйад,
Пида қил қанни сән әмди, бешиңға кәлди бу әрсат.

Урғуп турған иссиқ қан җисмимда исийан етәр,
Күндә муштумдәк кесәк хәт йезип түгәп кетәр.

Худайим билур балилирим қалди даду-пәрйадта,
Дерикимни алалмай сәрсан болуп һәр йақта.

Әл хаини, Мәмтимин ичи қара мунапиқ,
Һөкүмәткә үстүмдин хәвәр берипсән сахта.

«Әл хаини, мәмтимин ичи қара мунапиқ» дигән мисрадики Мәмтимин 1930—1940-йиллири Қәшқәр тәвәсидә Шең Шисәй вә гоминдаң һакимйити үчүн ишпийунлуқ қилип, икки қолини нурғун хәлқпәрвәр оғланларниң иссиқ қени билән бойивалған мунапиқ Мәмтимин ақ кирпик дигән кишини көрситиду.

1937-йил 5-айниң 30-күни сәһәрдә Йавағ түрмисидики үч йүздин артуқ кишиниң оққа тутулуп көйдүрүветилгәнлики тоғрисидики бу мудһиш хәвәр Қәшқәр шәһригә наһайити тезлик билән таралған. Шу чағда, Мәмтили(Тәвпиқ) әпәндиниң акиси Низамидин әпәндиниң он нәччә йашлиқ оғли Ришат Қәшқәр шәһиридә икән. Мәмтили әпәнди қолға елинғандин кейин, Низамидин әпәнди Ришатни.., Мәмтили әпәндигә тамақ вә кийим-кечәк йәткүзүп беришкә буйруған. Шуңа у шу күни әтигәндә орнидин туруп һейиткаһға келип, кечичә болған җәңгә аит хәвәрләрни билмәкчи болған. Лекин униң билгини «Сақчилар Йавағ түрмисигә от қойивитип йеңи шәһәргә қечип кетипту» дегән шум хәвәр болған. Ришат һичнимигә қаримай молла акиси (Мәмтили әпәндини шундақ атайдикән) ниң хәврини елиш үчүн Йавағ түрмисигә кәлгән. Қариса бу йәр қизил қийамәтниң өзигә айланған болуп, көйүп чүчүлә болуп кәткән җәсәтләр һойлида, тамниң түвилиридә, камерларниң босуғисида дөвилишип кәткән. Ришат йүгүргән пети Мәмтили әпәнди йатқан камерға барған. Шу чағда, бирси униң мөрисини тутқан, қариса дадиси Низамидин әпәнди икән, йенида Мәмтили әпәндиниң шагирти Абдуғупур Қунаҗи, Ағиниси Аббас чоңму биллә икән. Әсли улар Абдунийаз қисимлириниң Қәшқәргә һуҗум башлиғанлиқини аңлап кечиләп йол йүрүп қақсәһәрдә Қәшқәргә йетип кәлгәникән. Улар Қәшқәргә келипла түрмигә от қойуветилгәнликини аңлиған, шуниң билән һеч немигә қаримастин бу йәргә кәлгән. Улар бирликтә Мәмтили әпәндиниң җәситини издигән. Җәсәтләр тонуғусиз дәриҗидә көйүп кәткән болғачқа, улар бәк издәп кәткән. Кейин Ришат Мәмтили әпәндиниң путидики көймәй қалған карашнавай айиғини тоновалған. У дадисиға: «мән бу айағни техи бирнәччә күнниң алдида әкилип бәргәнидим» дегән. Шуниң билән Низамидин әпәнди билән Аббас чоң Мәмтили әпәндиниң һәм кичикләп, һәм йеникләп кәткән җәситини авайлап көтүрүп көйнәк ,чапанлириға орап атқа артип, Бәшкерәмгә йетип келип бир йеқин тунушиниңкигә чүшкән. Улар қараңғу чүшкәндә маңмақчи болушқан. Ришатни болса ат билән аввал берип мәхпий һалда йәрлик тәййарлитип турушқа буйриған. Өзлири җәсәтни тағарға селип, атқа артип Бәшкерәмниң ит йоли арқилиқ кечиләп Атушқа қарап йол алған. Низамидин әпәнди, Аббас чоң, Абдуғупур үчәйлән үстигә җәсәт артилған атниң йенида буқулдап йиғлап йаш төкүп маңған.

1934-йилдин 1937-йилғичә болған төт йил җәрйанида җәңгивар изчилирини башлап, нәй-баранларни йаңритип, нахша-марш садалири билән тағу-ташларниму ләрзигә селип, Қәшқәр билән Атуш арилиқидики бу тар йолда нәччә он қетим һәйвәтлик сәпәр қилған, һәм шу хасийәтлик сәпәрлиридә миңлиған-онмиңлиған кишиләрниң қәлб көзини йорутуп, уйғур маарип тарихида мисли көрүлмигән парлақ сәһипиләрни ачқан бу маарип сәркәрдиси, бүгүнки күндә көйүп чүчүла болған һаләттә тағарға қачилинип, атниң үстидә Қәшқәр билән Атуш арилиқидики бу йолда әң ахирқи сәпирини бесип кетивататти…

Җаһанға патмиған сәркә
Қазанға қандақ патқанду!
Қазанға патса патқанду,
Тувақни қандақ йапқанду?

Мәмтили әпәндиниң җәсити әл айиқи бесиққанда Бойамәткә елип келингән. Улар Мәмтили әпәндиниң ахирәтлик ишлирини интайин мәхпий пүттүргән, немә қиливатқанлиқини һәтта Низамидинниң айали Зориханғиму оқтурмиған.

Ахирәтлик пүткәндин кейин, сәккиз киши Низамидин, Абдурахман шаир, Аббас бәг (1936 йилидин кейин Атушқа бәг болған, йәнә бир исми Аббас чоң), Қуван шәйх, Абдуғупур Қунаҗи (Теҗәнлик мәрипәтпәрвәр бай Қуван һаҗимниң оғли), Ришат вә Мәмтили әпәндиниң йәрликини тәййарлиған икки нимкар Ташмәмәт, Игәмбәрдиләр алдирап мәрһумниң намизини чүшүрүп уни дәпнә қелишқан. Етиһат йүзисидин һәтта қәбрә үстигә егизрәк топа дөвиләшкиму җурәт қилалмиған.

Мәрһумни дәпнә қилип болғандин кейин. Сәккизәйлән Низамидинниң өйигә қайтип келип, бу сирни әбәдий сақлашқа, туққузинчи бир кишигә билдүрүп қоймаслиққа қәсәмйад қилишқан.
Мәмтили әпәндиниң түрмә тамлириға йезип қойған шеир-қошақлири қандақ сақлинип қалған? Сәмәр байниң оғли Абдурахман Сәмәр Мәмтили әпәндиниң Оңериқтики «оқутқучи тәрбийиләш курси» ниң оқуғучиси иди,.. «сақчилар йавағ түрмисигә от қойивитип йеңи шәһәргә қечип кетипту» дегән шум хәвәрни аңлиған Абдурахман Сәмәр устазиниң немә болғанлиқини билиш үчүн, Әмәт Мәхсум қатарлиқ бирнәччә савақдишини башлап дәрһал Қәшқәргә йетип барған. Улар йетип кәлгәндә, түрминиң ичи бир қизил қийамәткә айланған болуп, уруқ-туққанлириниң җәситини издәватқан вә тапқанларниң йиға-зари пәләкни қаплиғаникән. Абдурахман Сәмәр башлиқ бирнәччәйлән Мәмтили әпәндиниң җәситини издигән. Улар издәп бир камерға кирип, тамда Мәмтили әпәндиниң чалма билән йазған шеирлири турғанлиқини көргән. Улар пучуркисиға қарапла, Мәмтили әпәндиниң шеирлири икәнликини җәзим қилғандин кейин, һәммини көчүрүвалған. Улар көчүрүвалған шеирлар қириқ куплит әтрапида болуп, бу шеирларни кейин Абдурахман Сәмәр йадливалған.

1937-йил 5-айниң 30-күни кәлтүрүп чиқирилған бу мислисиз паҗиәниң мудһиш хәвири бир-икки күн ичидә пүтүн Қәшқәр тәвәсигә пур кәткән. Бу хәвәр Атушта кәң тарқалғандин кейин, Мәмтили әпәндиниң баличилап беқивалған мунәввәр шагирти Мирәһмәт Сейит дәрһал дадисидин рохсәт елип, Теҗәнлик Сулайман дегән бала билән икки ешәккә минип Қәшқәргә қарап йол алған. Улар Қәшқәргә йетип кәлгәндин кейин, ешәклирини төшүк дәрвазисиниң тешидики бир сарайға қойуп, азрақ тамақ йәп Йавағ түрмисигә йетип барған. Улар түрмигә йетип барғанда, бу йәр асасән җимиққан болуп боран учуп турғаникән. Бу иккиси барлиқ камерларға кирип ахири Мәмтили әпәнди йатқан түрмини тапқан. Улар төт тамға ала қоймай йезилған шеирларни хатирилиригә бир-бирләп көчүрүвалған. Улар бу камердин чиқип, йәнә башқа камерларни айланған. Қариса йәнә бир камердиму Мәмтили әпәндиниң бирнәччә куплет шеири йезиқлиқ турған. Улар униму көчүрүвалған.
Мирәһмәт Сейит билән Сулайман түрминиң ишикини сақлайдиған гундипайниң айали билән көрүшүп, униң Мәмтили әпәндигә аит ишларни билидиған-билмәйдиғанлиқини сориған. Бу айал бу иккәйләнгә: «Мәмтили әпәндини һәммидин бурун әкәлгән, аввал йалғуз камерға солиған, кейин Һисамидин әпәнди билән бир камерға солиди. Булар Мәмтили әпәндини бәк тола сорақ қилди, бәк қийниди. Һелиқи Мәвланбек (Мәвланопни демәкчи) дегән қирғиз бәк тола сорақ қилатти. Һелиқи күниму Мәмтили әпәндини ашу өз қоли билән атти. Биз бирнәччә айал етишвазлиқта оқ тегип кетиштин қорқуп, балилиримизни елип бир өйгә киривалғанидуқ. Шу өйниң деризисидин, таң йуруқида болған ашу қизил қийамәтни өз көзимиз билән көрдуқ, дозақниң өзи болди, худа бәндисигә ундақ күнни көрсәтмисун. Шу күндин башлап еғизлиримға қоқақ чиқип кәтти…» дәп сөзләп бәргән. Мирәһмәт Сейит билән Сулайман ешәклиригә минип Атушқа қайтип кәлгән. Мирәһмәт Сийит шеир йезивалған дәптәрни бирәрсиниң көрүп қелишидин қорқуп, шеирларни йадқа еливалған. Мәмтили әпәндиниң өлтүрүлгәнликини уққан Атуш хәлқи қошақ қетип йиғлиған:

Ишик алдида төт орус,
Төтилисидә папирус.
Әпәндимни өлтүргән,
Қадир һаҗи җа орус.

Мәмтили әпәнди түрмигә елинғандин кейин, униң иш-излириға варислиқ қилип, пүткүл Атушни қаплиған маарип һәрикитини суслитип қоймаслиқ үчүн, Низамидин әпәнди, Абдурахман шаир, Әмәт Мәхсум, Ташахунумниң оғли Ливаһидин қари, Абдуғупур Қунаҗи, изчилар синипиниң оқуғучилиридин Йармуһәммәт, Султан Мамут қатарлиқ оннәччәйлән йиғин ечип «Мәмтили әпәнди түрмидин чиққучә, Атуш маарипини ақситип қоймайли» дәп, Абдурахман шаирни Мәмтили әпәндиниң орниға Атуш маарипиға мәсул қилип бекиткән. Бу ай-бу күнләрдә, вәзийәт давалғуп турғачқа, хаин-мунапиқларниң, ишпийун-чеқимчиларниң күни туғулған. Уларниң хорики өсуп көрәңләп кәткән. Мәмтили әпәнди қәтли қилинғандин кейин вәзийәт техиму җиддийлишип кәткән. Әйни йиллири Мәмтили әпәндиниң йенида мәрипәт мәшилини көтүрүп маңған кишиләр һөкүмәт даирилириниң диққәт обйекти болуп қалған…

Вәзийәт кәскенләшкәнсири гунаһсиз кишиләр уштумтут кечиси өйидин чақирип елип чиқилип из-дерәксиз йоқ қиливетилгән. Узун өтмәй Мәмтили әпәндиниң акиси Низамидин әпәнди, Аббас чоң муәллимләрдин Абдурахман шаир, Ливаһидин қари, Әмәт Мәхсум, Абдуғупур Қунаҗи, изчилардин Йар Муһәммәт қатарлиқлар арқа-арқидин қолға елинип кәткән. Уларниң шу пети из-дерики болмиған.
Мәмтили әпәнди көтүргән мәрипәт байриқиниң әтрапиға уйушқан талантлиқ оқутқучилар хәлқпәрвәр шәхисләр бир-бирләп қолға елинғандин кейин, из-дерәксиз ғайип болған. Демәк улар Шең Шисәйниң адәт қилған усули билән йошурун өтүрүлгән.

1937-йилиниң кейинки йеримида, һәрқайси башланғуч мәктәпләрдики оқуғучиларниң йеши бир қәдәр чоңрақлири мәктәпләрдин пүтүнләй қоғлап чиқирилған. Даириләр оқуғучиларниң әң кичиклирини елип қелип, уларни өз муддиаси бойичә оқутқан. Оқутуш программилириму башқидин түзүлгән. Мәмтили әпәнди өгәткән нахша-маршларни оқуш чәкләнгән. Оқу-оқутуш ишлири күнсери чекингән вә чакинилашқан.

Мәмтили әпәндиниң һазирғичә бизгә мәлум болған бирдинбир фото сөрити қандақ сақлинип қалған?

Мәмтили әпәнди өлтүрүлгәндин кейин, Мәмтили әпәндиниң Қәшқәр қоғанлиқ баҗиси Обул Һәсән Мәмтили әпәндиниң айали Мәликизатни йешиға тошмиған қизи Әдибә билән Қәшқәргә елип кәткән. Шу чағда униң Түркийәдә оқиған чағдики оқуғучилиқ кенишкиси Мәмтили әпәндиниң мирас қалған нәрсилири арисида сақлинип қалған болуп, һазирқи сөрәт шу кенишкиға чапланған икән. Мәликизат хеним бу қиммәтлик мирасни әтиварлап сақлиған. Әпсуски Мәмтили әпәндиниң паҗиәлик өлүми билән келип чиққан җудалиқ һәсритиниң дәрдигә бәрдашлиқ берәлмигән Мәликизат хеним узақ өтмәй өлүп кәткән. Қара йитим болуп қалған йалғуз қизи Әдибәни Қәшқәр шәһиридики һаммиси Хәличә хеним беқип чоң қилған. Әдибә бойиға йәткәндин кейин турмушлуқ болуп, төт пәрзәнткә ана болған. 1960—1970-йиллири «хаинниң пушти» дәп чәткә қеқилип, Әдибә хенимниң көрмигән күни қалмиған. Шуниң билән Қәшқәрдин Ғулҗиға көчүп кәткән. У һазир Ғулҗа шәһириниң Шәрқ мәһәллисидә олтуриду. Мәликизат хенимдин мирас қалған сүрәтни Мәмтили әпәндиниң баҗиси Обул Һәсән сақлап, 1960- йиллири Мәмтили әпәндиниң акиси Низамидин әпәндиниң пәрзәнтлиригә тапшуруп бериду. Улар бу сүрәтни қайта фотоға алғузуп, көпәйтип йуйғузуп, уруқ туққанлириға бирдин тарқитип бериду. Шу сүрәттин бир парчиси 1982- йили Қурбан Баратниң шәхси адресиға әвәтип берилиду. Қурбан Барат бу сүрәтни «Булақ» журнилиниң 11- санида елан қилип, җамаәт билән йүз көрүштүрди. Шундин буйан бу сүрәт көплигән китап-журналларда елан қилинди.

Мәмтили әпәнди намлиқ бу китапниң аптурлиридин бири болған Мирәһмәт Сейит әпәнди 1923- йили Атушниң Мәшһәд кәнтидә дунйаға кәлгән. 1935- йили Мәмтили әпәндиниң «Изчи әтирити» гә қобул қилинған һәм барабанчи болған. 1939- йили Қәшқәр Сифән мәктипигә қобул қилинип, үч йил оқиған. Оқушни тамамлиғандин кейин илгири кейин болуп Қәшқәр вә Атушта сәнәтчи, оқутқучи вә илми мудир болған. 1949-йилдин кийин, Атушта мәдәни-маарип хизмитини ишлигән. 1959-йилдин 1987- йилғичә, Атуш наһийилик (шәһәрлик) мәдәнийәт йуртида ишлигән. Мирәһмәт Сийит әпәнди 1981- йили тунҗи қетим «Булақ» мәҗмуәсиниң 3-санида «Шаир тәвпиқ» намлиқ мақалисини вә «Тәвпиқ шеирлиридин нәмуниләр» ни елан қилип Мәмтили әпәнди вә униң бир қисим шеирлири һәққидә қиммәтлик мәлумат бәргән. 1985- йили «Атуш әдәбийати» да «Уйғур хәлқиниң 30-йиллардики композитори Мәмтили әпәнди» намлиқ мақалисини елан қилған. У йәнә Мәмтили әпәндиниң нахша-маршлиридин 40 нәччини рәтләп китапчә һалитидә нәширгә тәййарлиған вә адәттики үналғу тәмбур билән оқуп, икки пиластинка қилип хатирә қалдурған. Мирәһмәт Сейит әпәнди йәнә 1987- йили «Уйғур йеңи маарипиниң байрақдари — Мәмтили әпәнди» намлиқ әслимисини тамамлап нәширгә тапшурған. 1991- йил 10- айниң 18- күни 68 йешида аләмдин өткән. Мирәһмәт Сейит әпәндиниң «Уйғур йеңи маарипиниң байрақдари — Мәмтили әпәнди» намлиқ әслимиси 1996- йилиғичә Шинҗаң хәлқ радио истанисисидики компиозитор Миһманҗан Розиниң қолида сақлинип турған. Кейин 1997- йили 8- айда «Мирәһмәт Сейит, Йалқун Рози, Абликим Зурдун» ларниң намида рәсми нәширдин чиққан.

Мәмтили әпәнди тТәвпиқниң һазирқи хатирә сарийи

-пайдилинилған мәнбә: «Мәмтили әпәнди» намлиқ китаб

Әскәртиш: уйғур академийиси тор бетидики йазмиларни мәнбәсини әскәрткән һалда көчүрүп кәң тарқитишқа болиду.
© https://www.akademiye.org/ug/?p=372