Суббота, 21 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

Iparxan_tarixi_qisse.(dawami)

…..

Йүрикидики арзу арманлирини дан қилип, һәр җай, һәр маканда чепип йүргән Җаһангир хоҗидин хәвәр тапқан Қоқән хани Муһәммәд Әли ханниң уни қоллап, әмәлий йардәм бериши, Җаһангир хоҗиниң күчигә күч, белигә қуввәт беғишлиди. Муһәммәд Әли хан 1826 йили ийун ейида, Җаһангир хоҗиниң Қәшқәр Йеңишәһәрни елиш үчүн елип барған җеңигә өз қошунлири билән йардәм қилди. Лекин, җәң таза чиңиға чиққан бир пәйттә, өз ичидә натинч вәзийәт шәкилләнгәнликтин қошунлирини Қәшқәрдин елип кетишкә мәҗбур болди. Қәшқәрдики миллий азадлиқ һәрикәтни қоллап, капирларға ғазат елан қилғанлиқи үчүнму, Муһәммәд Әлихан 1828 йилидин кейин Қоқәндә бесилған тәңгә пулларни «Муһәммәд Әли хан ғази» нами билән чиқарғаниди.
Чин қошунлири, Қәшқәр вә униң әтрапида өзлиригә қарши күрәш елип бериватқан Җаһангир хоҗини Памир теғи вә униң җилғилиридин үч йил (1825 йилидин 1828 йилиғичә) издигән болсиму, йа туталмиди йаки из дерикини қилалмиди. Җаһангир хоҗини қораллиқ әскәр күчи билән йоқ қилиш йаки тирик тутуш имканийитигә еришәлмигән чинлиқлар, уни тутуш үчүн һийлә ишләтти. 1828 йилиниң феврал ейида, чин хақани бир қанчә миллий хаъинни сетивелип, улар арқилиқ: » … Чин қошунлири Қәшқәрдин чиқип кәтти.
Қәшқәр мусулманлири сизни сәврсизлик билән күтмәктә» дәп йалған сөз тарқатти. Бу сөзләргә ишәнгән Җаһангир хоҗа Атуш йоли арқилиқ Қәшқәргә кирмәкчи болуп турғанда, чи нқошунлириниң қилтиқиға дәссәп, бир қисим қошуни билән әсиргә чүшти. Чин қошуни Җаһангирхоҗа вә бир қанчә адимини төмүр қәпәздә Бейҗиңға апирип, сазайи қилғандин кейин, каллисини қилич билән кесип, җәситини парчилап, Бейҗиңниң итлириға ташлап бериду.
Җаһангир хоҗа қозғилиңи бастурулғандин кейин, 1830 йили, униң акиси Йусуп хоҗа Қоқән ханиниң йардими билән Қәшқәргә һуҗум қилди. Лекин узақ өтмәй, Қоқән хани билән Бухара әмирлики оттурисида һәрбий тоқунуш пәйда болуп, Йусуп хоҗиға берилидиған йардәм үзүлүп қалғачқа, Йусуп хоҗа Қәшқәрдин чекинип Қоқәнгә қайтишқа мәҗбур болди. Йусупхоҗини қоллиған йәрлик аһалидин 70 миң кишиму чин хақаниниң өзлиридин өч елишидин қорқуп, Оттура Асийаға көчүп кәтти. Қоқән хани улардин 20 миң адәмни Әнҗанниң Шәһрийхан дегән җайиға орунлаштурған.
Уйғур хәлқиниң Оттура Асийаға көчүши 1760 1765 йиллиридин башланған болуп, 19 әсирниң 70 80 йиллири, һәтта 20 әсирниң 50 60 йиллириғичә давамлашти.

Ипархан

Ака ука хоҗиларниң вәтән азадлиқи үчүн 1757 1759 йиллири арисида, Шәрқтин бастуруп кәлгән йавуз чин хақани қошунлириға қарши елип барған күрәшлиридә әрәнчә кийинип, әрләр билән бир сәптә туруп басқунчиларға қарши җәң елип барған Уйғур хотун қизлири наһайитиму көп. Лекин уларниң ичидә, нами Уйғур хәлқи тәрипидин алаһидә пәхир билән тилға елинидиған вә әлгә дастан болған қәһриман қизлардин бири «Ипархан»дур.

Ипарханниң иҗтимаъий келип чиқиши һәққидә түрлүк мәлуматлар бар.

Бәзиләр: Ипарханниң әсли исми Мәмур Езим хан болуп, у 1734 йили Қәшқәрдә, аддий бапка (боз тоқуғучи) аъилидә тәвәллут тапқан. Униң бәдинидин тәбиъий йеқимлиқ пурақ тарқап турғачқа, хәлқ уни «Ипархан» дәп атиған, десә, Уйғур тарихчиси Муһәммәд Сидиқ Қәшқәри өзиниң «тәзкирәъи әзизан» намлиқ әсиридә: «Аппақ хоҗа (Һидайәтулла ишан) икки айалидин үч оғул, икки қиз пәрзәнт көргән. Аппақ хоҗиниң Мөһтәрәм хеним дегән хотунидин Аппақ Езим хеним падишаһ вә Қәмбәр хеним падишаһ дегән икки қизи бар иди. Аппақхоҗа һайат вақтида Аппақ Езим хеним падишаһ дегән қизини өзиниң иниси Карамәтуллаһниң оғли Абдулмөъмингә йатлиқ қилған болуп, униңдин Ипәк хоҗа, Фарса хоҗа дегән икки оғул туғулған. Фарса хоҗиниңму икки оғул бир қизи болған. Бири хоҗа Кахиш, йәнә Биритурди хоҗа, қизиниң исми Мәмур Езим падишаһ иди. Мәмур Езим падишаһниң бәдинидин хушпурақ тарқилип турғачқа «Ипархан» дәпму аталған.» дәп йазиду. Демәк, Ипархан Аппақ хоҗиниң чәвриси болуп һесаблиниду.

Ипарханниң шәҗәриси
Хоҗа Мәхдум Әзәм (Хоҗа Әһмәд Касани) Хоҗа Муһәммәд Имин (Ишан Калан) Хоҗа Муһәммәд Йусуп
Аппақ хоҗа (Һидайәтуллаһ хоҗа)
Аппақ Езим хеним паша (Аппақ хоҗиниң қизи) Фарса хоҗа
Турди хоҗа Мәмури Езим паша (Ипархан)

Аппақ хоҗа ким?

Аппақ хоҗа 16 әсирниң башлирида, йәни тәхминән 1535 йили сопизим еқимини тәшвиқ қилиш үчүн Қәшқәргә кәлгән Бухаралиқ Хоҗа Мәхдум Әзәм (Хоҗа Әһмәд Касани)ниң чәвриси, йәни Хоҗа Мәхдум Әзәмниң оғли Хоҗа Муһәммәт (Ишанкалан)ниң оғли болған хоҗа Муһәммәд Йусупниң оғлидур.
Хоҗа Муһәммәд Йусуп Қумулға берип, Қумул һакиминиң қизи Зиләйха бегимгә өйләнгән болуп, Аппақ хоҗа 1630 йили Қумулда туғулғаниди.
Аппақ хоҗа 1660 йили дадиси Муһәммәд Йусуп хоҗа билән Қумулдин Қәшқәргә йетип келиду. У заманларда, сәъидийә ханлиқиға һөкүмранлиқ қиливатқан Абдуллаһ хан (1638 1668 йиллири) дада бала иккисиниң һөрмитини қилип, қизғин күтүвалғаниди. Абдуллаһ хан вапат болуп, сәъидийә дөлитиниң һөкүмранлиқ тәхтигә Исмаъил хан чиққан вақитларда (1671 1679 йиллири), Аппақ хоҗиниң Қәшқәр вә Йәркәндики тәсири бәкму күчийип кәтти. У, Йәркән вә Қәшқәрдә наһайити көп мурит топлиғандин кейин, диний һөкүмранлиқтин сийасий һөкүмранлиққа өтүп, сәъидийә ханлиқиниң тәхти үчүн күрәш қилишқа башлиди.
Әнә шундақ мурәккәп вәзийәттә, Исмаъил хан орда әмәлдарлирини мәҗлискә топлап, Аппақ хоҗини Йәркән тәвәсидин қоғлап чиқиришни қарар қилди вә 1672 йили һәйдәп чиқарди.
Шундин кейин, Аппақ хоҗа өзигә хәйрихаһлиқ қилип, Йәркән тәхтини елип беридиған һами издәп, пүтүн Оттура Асийа вә Хурасандики мусулман дөләтләрни қидирип чиққан болсиму, һечким униңға йардәм қилип, Йәркән тәхтини елип беришкә җүръәт қилалмиди.
Йәттә йил сәрсан сәргәрданлиқта йүрүп өзигә һечқандақ башпанаһ тапалмиған Аппақ хоҗа, Тибәттики будда брахмани далай ламаниң йардимини қолға кәлтүрүш үчүн, Тибәтниң мәркизи Лхасаға берип, далай ламаниң өзини қобул қилишини күтүп, Ламасон ибадәтханисида 90 күн етикапта олтурди. 90 Күндин кейин, далай лама уни қобул қилип, мурат мәқситини сориғанда, Аппақ хоҗа йиғлап туруп: «Мән болсам, Йәркән, Қәшқәр вә Алтишәһәрниң хоҗисидурмән. Исмаъил хан мени йуртумдин һәйдәп чиқирип, маңа дәшнәм берип һақарәтлиди» деди. Далай лама: «болди бәс! Мән сениң дәрдиңни чүшәндим. Бу йәрдин сениң йуртуңға қошун әвәтиш наһайити мүшкүл. Шуңа, Тәңритеғиниң Шималида туруватқан җоңғар хани Батур Хунтәйҗигә хәт йезип, саңа йардәм беришни сораймән» деди.
Бу хәтни алған Аппақ хоҗа бир йол башлиғучи моңғул билән 90 күн йол йүрүп, Чиңхәй, Қумул, Турпан арқилиқ Илиға келип, хәтни Хунтәйҗигә тазим билән қош қоллап тапшуриду.
Бу хәт, узундин бери Қәшқәрийәни қолға киргүзүш койида йүргән батур Хунтәйҗигә наһайити йарап кәтти. 1678 йили, 12 миң кишилик қошунни башлап кәлгән Аппақ хоҗа алди билән Қәшқәргә һуҗум қилди. Лекин җоңғар қошуни Исмаъил хан қошуниға тәңкеләлмәй, чекинишкә башлиди. Әнә шундақ җиддий пәйттә, Аппақ хоҗа өзиниң Қәшқәр вә Йәркәндики муртлириға мураҗиъәт қилип, уларни Исмаъил ханға қарши туруп, җоңғар қалмақ әскәрлиригә йардәм беришкә чақирди.
Вәтән вә мустәқиллиқ интайин хәвп астида турған бу пәйттә, Аппақ хоҗиниң һеч нәрсини чүшәнмәйдиған, надан, җаһил муритлири қалмақ әскәрлиригә маслишип, сепил ичидә топилаң чиқарди вә булаңчилиқ, террорлуқ һәрикәтлирини елип барди. Шуниң билән, дүшмән әскәрлири Исмаъил хан қошунлиридин үстүн келип, шәһәргә бастуруп кирди, Исмаъилхан вә униң 70 тин артуқ уруқ җәмәтини әсир алди.
Шундақ қилип, 170 йилдин көпрәк һөкүм сүргән «Йәркән сәъидийә ханлиқи» Аппақхоҗиниң хаъинлиқи билән ағдуруп ташлинип, җоңғар қалмақ назарити астидики Аппақхоҗа вә хоҗиларниң беқинди һөкүмранлиқи башланди.
Бу дәвр ― Уйғурлар тарихидики әң зулмәтлик, қараңғу дәвр болуп, наһайити көп илим пән әһли, сәнъәткар, музикантлар, қирғин қилинди. Йәркән шәһиригә от қойулуп, пән мәдәнийәт очақлири вә қәдимий Уйғур бинакарлиқи, қол һүнәрвәнчилики пүтүнләй вәйран қилинди.
Молла Муса Сайрами өзиниң «тарихий һәмидийә» намлиқ әсиридә бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: «қалмақлар билән хоҗилар бирлишип, шериклик билән йуртни сорайдиған болдиләр. Хоҗамлар баҗ хираҗ орнида һәр йили Илиға хам (мата) чиқирип турдиләр… Уларниң пәрманиға итаъәт қилип һәр йили бир йаки икки нөвәт тартуқ, пәш кәш билән чиқип көрүнүш қилип, җаваб болғанда өз җайиға қайтип ишлирини давамлаштуратти.»

Бовиси Аппақ хоҗидин 105 йил кейин туғулған Ипарханниң тәқдири башқичә болди.
Бовиси Аппақ хоҗа Шәрқий Түркистанниң диний вә сийасий һөкүмранлиқини өз қолиға еливелиш үчүн вәтән, милләт һәттаки диний етиқади вә виҗданини сетип, мусулманчилиқ иманидин чиққан болса, чәвриси Ипархан бовисиниң әксичә, вәтән вә милләтниң һөр әркинлики вә ислам дини йолида күрәш қилип, өз миллий иптихари, ғорури вә виҗданини һимайә қилиш үчүн җан тикип елишти.
Ипархан ― исми, җисмиға лайиқ гүзәл, қәдди қамити келишкән, шәрмий һайалиқ, җәсур қиз болуп өсүп йетилди. Бу дәврдә, намда җоңғарларға қарам, әмәлийәттә мустәқил болған Алтишәһәрдики Уйғур дөлитиниң һәммә йеридә «мустәқиллиқ үчүн күрәш» дегән миллий роһ ойғанған болуп, әнә шу роһ Ипарханниң миллий иптихари вә ғоруриға наһайити чоңқур тәсир қилғаниди.
Ипархан чоң болуп вайиға йәткәндә, мустәқил Уйғур дөлитиниң Қәшқәрдики ләшкәр беши Йәһйа хоҗиға йатлиқ болиду вә һайати сарай вә Уйғур хәлқиниң келәчәк тәқдири билән мустәһкәм бағланған һалда өтүшкә башлайду. Ипархан өзиниң өмүрлүк йолдиши Йәһйа хоҗа билән пәқәт бир нәччә йил тинч вә ширин һайат кәчүрди. Лекин көп өтмәй, уларниң тинч вә ширин һайати Шәрқтин кәлгән басқунчи чин қошунлири тәрипидин бузулди. Вәтән мустәқиллиқи хәвп астида болғачқа, улар өзлирини вәтән азадлиқи, миллий мустәқиллиқ вә хәлқниң бәхт саъадити йолидики җәңгә атап, бу йолда наһайити көп қәһриманлиқ вәпидакарлиқ көрсәтти.

1758 йили, Ипарханниң өмүрлүк йолдиши Йәһйа хоҗа Қәшқәр вә Йәркән мудапиъәси үчүн елип барған муқәддәс җәңләрниң биридә мәрданиләрчә җәң қилип, шеәид болди.
Ипархан шеәид болған ери үчүн матәм тутуп олтурмиди. Чүнки униң үчүн әң чоң матәм миллий матәм, йәни мустәқил Уйғур дөлитиниң һайат мамати иди. Шуниң үчүн, Ипархан қолиға қилич елип, әрәнчә йасинип, ериниң изидин маңди вә пүтүн хәлқни дүшмәнгә қарши җәңгә чақирип мундақ мураҗиъәт қилди: «Әзиз вәтәндүшлирим! Җәңгә айалларниң қатнишиши силәр үчүн қандақтур ғәйри туйулуп, җәңниң қанун қаъидисигә хилап болсиму, лекин һайат мәҗбур қилса, у тәбиъидур. Адәм балиси үчүн қуллуқтинму еғир җаза йоқ. У, дунйаға әркин кәлгән, ахириғичә әркин йашап өтүши керәк. Өз хәлқи, өз миллитиниң қуллуқта йашаватқанлиқини көрүш пәқәт бу тәвәррүк земинда йашаватқан әрләр үчүнла әмәс, бәлки уларни дунйаға кәлтүргән анилар вә айаллар үчүнму бүйүк номустур.
Мениң көз йашлирим өмүрлүк йолдишим Йәһйа хоҗа вә вәтән үчүн матәм тутуп еқип түгиди. Мән тирикла болидикәнмән, бу муқәддәс земинға һечким көз тикәлмәйду. Чүнки бу өлкә, бу вәтән биз үчүн җәннәттинму әла болуп, уни дүшмәнләрдин һимайә қилиш һәрбиримиздин җан пида қилишни тәләп қилиду. Әгәр мән бу җәңдә өлүп кәтсәм, мениң намим вәтән азадлиқи йолида қурбан болған шәидләр қатарида болушни халаймән. Чүнки вәтән азадлиқи үчүн күрәш ― миллитимиз, диний етиқадимиз вә һөр әркинликимиз үчүн болған күришимиздур.
Бу басқунчиларниң айиғи бизниң муқәддәс, пак земинимизға тегиши билән, Уйғур хәлқиниңмиң йиллар давамида йаратқан бүйүк тарихий йадикарлиқлири, мәдәнийәт, сәнъәт, шан шәвкити йәр билән йәксан болуп, пайхан қилинмақта. Улар бу вәйранчилиқ, қирғинчилиқларни елип барғандин кейин, Уйғурларниң мискин һалға чүшүп қалғанлиқини көрүп, өзлиричә зоқлинип, һузурланмақта. Бундақ тиз чөкүп йашиғандин көрә, тик туруп күрәш қилип өлгән әладур.
Биз өзимизниң хаталиқимиз, хаъинлиқимиз түпәйлидин дүшмәнләрниң бастуруп киришигә йол қойдуқ. Әмди биз тарихимиздики бу қара дағларни өз қенимиз вә җенимиз билән йуйушимиз керәк.
Вәтән вә хәлқимиз алдидики бу қәрзимизни ада қилиш үчүн, һәр бир Уйғур қиз йигити бу җәңдә өзини һәм қилич һәм қалқан қилип, вәтәнни һимайә қилиш үчүн җасарәт көрситиши вә җенини пида қилиши лазим. Чүнки бу муқәддәс уруш җәңгаһида миңлиған вәтән оғланиниң мурдилири қалмақта. Қилич, нәйзә вә милтиқ оқлири йамғурдәк йеғиватқан бу җәңгаһта йаридар болғанлар ат туйақлири астида җан үзмәктә. Уларни көрүп йүрәк бағрим йара болди. Бу җараһитимгә пәқәт дүшмәнгә қарши җәң қилғандила андин қәлбимгә мәләәм болиду.
У йәрдики һәр бир җәсәтниң исми бар, игиси бар, уруқ аймиқи, йар бурадири, бала чақиси, ата аниси бар. Уларниң һәммиси тарих сәһиписигә йезилип, тарихта мәңгү қалғусидур.
Вәтән азадлиқи үчүн болған бу муқәддәс җәңдә миңлап он миңлап әр йигит, қизларниң өзлирини қурбан қилишидин қорқмай күрәш елип барғандила ғәлибә қазиниш мумкин.
Бу һәқиқәтни аңлашқа бәзи вәтән вә милләт хаъинлириниң тақити йәтмисиму, бу һәқиқәтни ейтиш мениң иманий, етиқадий вә виҗданий вәзипәмдур.
Бу басқунчилиқ уруши миңлап он миңлап қаракөз оғланниң җенини алди. Биз улар үчүн һаза тутушқиму үлгүрәлмидуқ. Чүнки биз үчүн әң чоң һаза вәтән һазасидур. Чүнки бу күнләрдә, анилар өз пәрзәнтлириниң җәңгаһ вә кочилардики җәсәтлиригә қарап көңли ғәшликкә толған болсиму, ана вәтән уларниң җасарити вә ғәйрәт шиҗаъитидин мәмнун болмақта. Чүнки улар балайи апәт дәштидә овчи қоғлап йүргән җәрәндәк қачмиди, бәлки дүшмәнләр билән ширдәк елишип шәид болди.
Бу басқунчилиқ урушида, дүшмән атқан һәр бир пай оқ вә санҗиған һәр бир тиғҗәңчиләргә әмәс, бәлки бу җәңдә қанчә мәрт вә җәсур қиз йигит қурбан болған болса, шунчә ата аниниң йүрикигә санҗилған нәйзә болди. Шуниң үчүн, айалларму вәтәнни, иманни, виҗданни, милләтни вә униң мустәқиллиқини һимайә қилиш үчүн әрләр билән биргә буму қәддәс җәңгә атланди. Бу җәң, Уйғур хәлқиниң тарихида өз азадлиқи, мустәқиллиқи үчүн елип барған адаләт вә (өз пәрзәнтлири үчүн) қисас җеңи болуп қалғуси.
Аниларниң җәңдә шеәид болған һәр бир пәрзәнт үчүн көз йеши қилип йиғлиши, бу милләтниң йиғисидур, йәни аниларниң қайғуси ― милләтниң қайғусидур. Чүнки өз җигәр парилириниң өлүми үчүн көз йеши қилип азабланған аниларда нә күндүз, нә кечиси һалавәт болмайду. Бу аниларниң дәрйадәк аққан көз йашлири бу дунйани худди сәл сүйидәк бесип кетиши мумкин. Чүнки бу уруш уларға балайиъапәт көз йешидин башқа һечнәрсә елип кәлмиди. Бу көз йаш, дәрт әләмләрдин қутулуш үчүн, җасарәт көрситип, вәтән азадлиқи йолида күрәш қилайли! Қени баһадир қәһриманлар, вәтән силәрдин җасарәт күтмәктә! Ур, ур, һурра, һурра, алға, алға!…»

Ипархан башчилиқидики бу қошун Йәркәнни мудапиъә қилиш җеңидә, йәкәнни қоршивалған чин қошунлириниң муһасирисини бөсүп чиқишта, Йәркән вә Қарасу дәрйалириниң бойлиридики җәңләрдә, Памир теғи вә униң егиз пәс идир, җилғилирида, тағлиқ Бәдәхшанға өтүдиған тағниң йалғуз айақ йилан из йоллири вә бәләнт чоққилирида наһайити көп тәбиъий, җисманий тосуқ вә қийинчилиқларни, роһий чүшкүнлүкләрни йеңип, ат үстидә чин қошунлириға қарши қилич йалиңачлап урушуп, өзлириниң җисманий имканийәтлиридин бир нәччә һәссә үстүн болған җасарәтлирини көрсәтти.
Лекин тәңсиз күч нисбәттики бу җәңләрдә, ака ука Бурһанидин хоҗа билән Җаһангирхоҗа Бәдәхшанға чикинишкә мәҗбур болди. Лекин Бәдәхшанниң хаъин һакими Әһмәд шаһ ака ука хоҗиларниң бешини тенидин җуда қилип, Ипарханни әсир алди.
Чин қошуниниң генераллиридин Җавхуй вә Пудийлар бу урушниң ғәлибилик тамамланғанлиқини чин хақаниға йәткүзүш үчүн Бейҗиңға беришқа алдиримақта иди. Улар ака ука хоҗиларниң кесилгән башлири билән әсир елинған Ипарханни Чийәнлоң ханға совға қилип, униң мукапатиға өз мәнсәплирини техиму көтүрүп, көп байлиққа игә болмақчи иди.
Дәрһәқиқәт, Шәрқий Түркистан дийарида қирғинчилиқ уруши елип барған чин қошуни қоманданлириниң һәр бири мунасип мәнсәп вә мал мүлүк билән тәқдирләнди.
Ака ука хоҗиларниң башлири қилич билән кесилип Бейҗиңдики ит вә қаға қузғунларға йәм орнида ташлап берилип, нам нишан, вәтән вә қәбридин пүтүнләй мәһрум қилинди.
Әмма Ипарханниң тәқдири башқичә болуп, униң саһибҗамали, гүзәл һөсни вә латапити өз бешиға апәт болди. Униң сөйгү муһәббити ләнәтләнгәниди.

Муһәббәт вә нәпрәт

Ғалиб вә мәғрур чин хақани чийәнлоң хелидин бери өзигә қарши турушқа җүръәт қилғанвә наһайити көп тәшвиш селип, арамини қоймиған «ғәрбий йурт»луқ әсирләрни көрүшникөңлигә пүкүп йүргәниди.
Бүгүн әнә шу нийәт үчүн пурсәт вә имканийәт тепилған болса керәк, өзиниң күч қудрити вә салапитини көрситип, һәйвә қилип қойуш мәқситидә орда әһли билән әсирләр турған җайға кәлди. «Диққәт, диққәт! Чин хақани, тәңриқут һәзрити Чийәнлоң хан қәдәмтәшрип қилмақта, мәрһәмәт күтүп елиңлар! Униңға иззәт икрам көрситип, қуллуқ салимини бәҗа кәлтүрүңлар!» Сән гүй, җйо ков! «(үч қетим тиз чөкүп, ханға тоққуз қетимсәҗдә қилиңлар!)» дегән аваз билән тәң, пүтүн сарай әһли тиз чөкүп, йәргә баш уруп тәзим бәҗа кәлтүрүшкә башлиди.
Лекин йәргә баш уруп, сәҗдә қиливатқанларниң алдида, бир айал өз қәдди қамитинитик тутуп мәғрур туратти. Буни көргән сарай әһлидин бири: «әй «ғәрбий йурт» луқвәһший! Тәңриқут алдида тиз чөкүп сәҗдә қил!» деди. Лекин айал: «у худа әмәски, мән йәргә баш қойуп, униңға сәҗдә қилсам. Биз мусулманлар ― Муһәммәд Әләйәиссаламниңъуммәтлири пәқәт икки дунйаниң игиси болған худаға сәҗдә қилип, йәргә баш қойимиз» деди. Қисас отида йанған Ипархан тилини қиличтәк өткүр қилип, қәддини пүкмәй, мәғрурбаш көтүрүп туратти.
Чийәнлоң ханниң нәзәри Ипарханға чүшүши билән тәң, хирә шам чирақлар билән йорутулған сарай ханилири валлидә йоруп, ханниң алдида қандақтур һөр пәри турғандәк қилди вә хан өз көзигә ишәнмәй, гаңгирап қалди. Сәлкин шамал билән пүтүн сарайға кишиниң димиқини йаридиған хушбуй ― ипар һиди тарқалди. Бу һидниң әнә шу әсир «Қәшқәр гүзили»ниң бәдинидин тарқиливатқанлиқини билгән Чийәнлоң ханниң пүтүн вуҗуди ләрзигә келип, җисмини қандақтур шерин хийаллар чулғивалғаниди. Шуниң билән, Чийәнлоң хан өзидә Ипарханға нисбәтән дүшмәнлик әмәс, бәлки меәри муһәббәт туғулуп, қәһирлик йүзлиридә иллиқ җилмийишниң пәйда болғанлиқини өзиму сәзмәй қалди.
Шундақ қилип, Чийәнлоң хан Ипарханниң мәптуни, әсиригә; Ипархан болса, әсирликтин муһәббәт мүлкидә султан вә чин хақани арзу қилип йетәлмәйдиған ишқи муһәббәт мәбудисигә айланди.
Чин хақани наһайити қийин әһвалға чүшүп қалған болуп, өз көңлидә: «униң көңлини қандақ қилип алсам болар? Уни тутқунлуқ вә әсирликтин азат қилишим шәксиз, лекин униң билән бир һөр пәриниң муһәббитини қазиналармәнму? Униң ишқи муһәббитини буйруқ билән өзәмгә қаратсам, наһайити қопаллиқ қилған болимән вә бу униң назук тәбиъитигә хошкәлмәйду. Әгәр мән хушамәт йолини тутсам, у һалда мениң иззәт абруйумға дәхли йетип, ханлиқ сүпитимдин айрилип қелишим мумкин. «Ғәрбий йурт»та йашайдиған бу Уйғур қизлириниң бунчилик җәзбидар, гүзәлликини тәсәввур қилмиғаникәнмән. Улар нәқәдәр хуш роһ, дилбәр, һәтта тутқунлуқ қәпизидиму биликимизгә күч, қәлбимизгә қуввәт ата қилғучи пәриштиләргә охшайду?!» дегәнләрни хийал қилатти.
Қандақла қилип болмисун, униң көңлидики өч адавәт вә дүшмәнликни чиқирип, қәлбигә өзиниң ишәнч, етиқад вә ишқи муһәббәт отини салмақчи болған чин хақани Ипарханға хуш муъамилә, тәбәссум, меһри шәпқәт, камали еһтирам вә тил йағлимичилиқи қилишқа башлиди.
Чийәнлоң хан Ипархан билән болған бир учришишта: «дәшти җәзирәмдә биздин кийиктәк һүркүмә! Бизму адәм, биздиму йүрәк, ишқи муһәббәт бар. Хатирҗәм болуп йенимға кәлгин, сөһбәт қуруп, бу һайатниң ләззәтлирини биргә сүрәйли! Гүзәл бағлар ара сәйли қилип, йүрәк түгүнлирини йешәйли!» дейишкә мәҗбур болди.
Чүнки Ипарханниң икки өрүм қара чечи киши қәлбини ләрзигә селип, җан ата қилатти вә вуҗудидин шундақ хушһид келәр идики, саба бундақ хушпурақни җаһанға көз-көз қилип, чин хақани сарийида һечқачан мундақ хуш пурақ тарқатмиғаниди. Ипарханниң һүсн җамали вә ипар һиди чин хақани Чийәнлоңниң әқли һошини оғрилап, уни ишқи муһәббәтниң сәвдасиға айландуруп қойғаниди.
Ипархан өзиниң киши қәлбини ләрзигә селип, пүтүн вуҗудини җомбушқа кәлтүргүчи наз кәрәшмилири билән чин хақанини өзигә пүтүнләй җәлп қилип, униң пут қоллирини шәһвәт һерис арқанлири билән бағлап, әсирниң алдида әсир қилип қойғаниди.
Ишқ муһәббәт алдида шаһ вә гадай охшаш болғинидәк, ғалиб шаһниң көңлидә Ипарханға меһри муһәббәт ойғанған болса, Ипарханда өз ана йурти вә вәтинигә йүзмиңлап қошун билән бастуруп кирип, чоң кичиң, әр айал демәй, һәмминиң бешида әҗәл қиличини ойнатқан, шәһәрләргә от қойуп вәйран қиливәткән, басқунчи императорға нисбәтән наһайити қаттиқ нәпрәт ойғанғаниди.
Ипарханниң қайғуси вә нәпритидин хәвәр тапқан чин хақани: «бу йавайи, вәһший хәлқниң қизи өз йуртини, шу тағу таш, дәшт чөлләрниң адәмлирини сеғинған болса, униң йуртидин он миңлап адәмни Ханбалиқ (Бейҗиң)ға көчүрүп келип, улар үчүн турарҗай, һәтта мәһәллә қуруп беришкә күчүм йетиду. Әмма бир шәртим бар, у болсиму, Ипархан маңа ханишлиққа (тәнмәһрәмликкә) көнсила болди» деди. Лекин Ипархан: «һәқичан, адәмләргә җәбир зулум қилип, уларниң өй җай, мал мүлкини вәйран қилип елип келәр?! Униң гөһәрдәк тағлирини, алтундәк тупрақлирини вә у алтундәк тупрақларда өсидиған, йопурмиқи күмүш, мевиси алтун дәрәхләрни елип келишкә бу басқунчи ханларниң күч қудрити йетәмду?» дәп сорайду. Униң сөзлирини аңлиған хан дәрһал буйруқ берип, Қәшқәрниң тописини қап (тағар)ларға қачилап Бейҗиңға кәлтүргән. Йопурмиқи күмүш, мевиси алтун дәрәхни наһайити көп издәп, ахири Қәшқәр җигдиси икәнликини билиду вә җигдиниң йаш көчитини көчүрүп келип, Бейҗиңға тикиду. Ипарханниң көңли үчүн Қәшқәрдин наһайити көп санда Уйғурни Бейҗиңға көчүрүп кәлгән вә уларниң диний етиқади, өрп-адәтлирини һөрмәтләшкә мәҗбур болған.

Бейҗиңдики «йүн миң йүән» намлиқ хан сарай беғиниң бир булуңиға мусулманлар үчүн мәсҗид селип бериш билән биргә, Ипарханниң бу Уйғур мәһәллисини көрүп туруши үчүн егиз равақ йасап бәргән вә «толун ай равиқи» дәп атиған. Ипархан өз йурти вә хәлқини сеғинғанда әнә шу егиз раваққа чиқип, «Қәшқәр мәһәллиси» гә қарап олтуратти. Шуниң үчүнму, бу җай «әл йуртни сеғинип, уни тамаша қилиш мунари» йаки «Уйғурларниң ордиси» дәп аталған болуп, бу йәргә Қәшқәрдин Ипарханниң уруқ туғқанлири вә хошнилиридин җәмъи 108 аъилә (705 киши) көчүрүп келингән иди. Уларниң һәммиси хан ордиси һесабидин өй җай вә озуқ түлүк билән тәминләнгәнликтин бу җай «қизил доппилиқ мусулманлар мәһәллиси» дәп атилатти.
Хитай тарихчиси Җи Даҗуаң өзиниң «Ипарханниң ордидики һайати«» намлиқ мақалисидә: «бу имарәт вә мәсҗид 20 әсирниң бешиғичә сақланған болуп, 1911 йиличин ханданлиқи ағдуруп ташлинип, униң орниға йүәншикәй җумһурийәт рәъиси болуп кәлгән дәврдә бузуп ташланғаниди» дәп йазиду.
Ордида Ипархан үчүн Қәшқәрдин ашпәзләр кәлтүрүлгән болуп, Уйғур таъамлири Чийәнлоң ханға йеқип қалғачқа, ашпәзләр ханниң махтишиға сазавәр болғаниди.
Һәтта Ипарханға Уйғурчә либас (кийим кечәкләр)ларни тикиш үчүнму Қәшқәрдин чивәр устилар кәлтүрүлгәниди.
Чийәнлоң хан һәр йили баһарда мәмликәт бойлап әң гүзәл, хуш мәнзирилик вә сапһавалиқ җайларни сайаһәт қилатти. Тәңриқут Ипарханниң ишқи муһәббитигә еришиш үчүн, уни алтә мәликиси (ханиши) билән биргә сайаһәт қилип келишкә тәклип қилди. Бу сайаһәт, Ипархан ордиға келип, бәш йил өткәндин кейин, йәни 1776 йили баһарда, Чаң Җийаң дәрйасиниң җәнубий деңиз қирғақлириға йеқин Суҗу вә Хаңҗу қатарлиқ җайларни тамаша қилиш билән башланған иди. Чийәнлоң хан сәпәр җәрйанида Ипархан билән көпрәк биллә болуп, униң һайатбәхш муъәттир ипар һидини пурап, җәзбидар вә латапәтлик қәдди қамитидин көзлирини үзәлмәй, униң алдида узундин узун мәһлийа болуп олтуруп қалатти.
Хаңҗу шәһиригә кәлгәндә, манҗу миллитигә мәнсуп мәликилиридин оси нала Чийәнлоңханниң Ипарханға көрсәткән хуш муъамилә вә хушамәтлиригә чидимиғанлиқидин, һәсәтхорлуқ қилди вә ханға өзиниң наразилиқини билдүрүп икки өрүм қара чечини қайча билән қирқип ташлиди. Чечини қирқип ташлаш манҗу миллитиниң өрп адитидә наһайити чоң гунаһ һесаблинатти. Җаһанда һәсәт вә рәшиктинму чоң җапа мушәққәт йоқ. Чүнки һәсәтхор киши башқиларниң хурсәнликидикин ғәмгә петип, раһәт парағитини көрәлмәйду вә азаблиниду. Һәсәтхорниң җазаси өзи билән биллә дегәндәк, наразилиқи вә өз қилмиши түпәйлидин хан ордисидин қоғланған мәликә, рәшик вә һәсәтхорлуқ отида көйүп, бир йил өтмәй вапат болди.
Һечқачан вә һеч бир йәрдә, бир ашқ йүрәк сөзлирини мәшуқиға йәткүзүш үчүн оттуриға тәрҗиман салған әмәс. Хош! Шундақ икән, Ипарханға ашқ биқарар болуп қалған тили, дили, дини башқа чин хақаниму Ипарханға йүрәк сөзлирини ейтиш вә өз сөйгүсини изһарқилиш үчүн, униң тилини өгинишкә мәҗбур болған.
Чин хақани Ипарханни өзигә «Уйғур тили» өгитишкә тәклип қилған. Чийәнлоң хан «Уйғур тили»ни шундақ иштийақ билән өгәнгәнидики, бәзи мәлуматларға қариғанда, Чийәнлоң хан дәвридә (1736 1796) чин территорийиси ичидики бәш чоң милләт: хитай, манҗу, моңғул, Уйғур вә тибәт тиллирида бәш тиллиқ луғәт түзүлгән болуп, бу луғәткә киргүзүлгән «Уйғурчә аталғулар»ни Чийәнлоң хан өз қоли билән тәһрирлигәникән.
Луғәткә киргүзүлгән миллий тибабәткә аъит наһайити көп аталғуларниң өзидинла бу луғәтниң қанчилик әһмийәтлик бир әсәр икәнликини көрүвалғили болиду.
Хитайда һәр йили ай калиндари бойичә 15 йанвар күни «панус байрими» болиду. Һәрбир хитай аъилиси бу күни өйлирини һәрхил пануслар билән безәп күтүвалиду. Бу байрам, хан ордисидиму наһайити чоң тәнтәниләр билән өткүзүләтти. Һәр ким өзи йасиған панусқа йахши тиләклирини йезип, бир бирини тәбриклишәтти.
Ипархан Бейҗиңға берип, үч йилдин кейин, йәни 1763 йили өткүзүлгән «панусбайрими»ға қатнишиду. Чийәнлоң хан өзиниң Ипарханға болған ишқи муһәббитини билдүрүп, бир коблит шеъир йезилған панусни тәқдим қилғаниди. У йили, Чийәнлоң хан 53 йаш, Ипархан болса 29 йашта иди.
Шу қетимлиқ сөһбәттә Чийәнлоң хан Ипарханға: «һәммә ханлар өз һессийатини маңа охшаш қәғәзгә йезип ипадиләп олтурмайду. Билимән, Уйғур хәлқигә қарши йавузлуқ қилип, басқунчилиқ уруши елип барғанлиқим үчүн сән мени йаман көрисән. Лекин мән саңа бирәр қетимму йаман сөз һәрикәттә болуп бақмидим» дәйду.
Ипархан униңға җавабән: «әй чин хақани! Бу раһәт чимәнзари ичидин ишрәт гүлини тамаша қилиш үчүн, бизки йағи дүшминиңлар болған хәлқ үстидин зәпәр нусрәт қазинип, вәтинимизни қанға бойаштин аввал ойлап, пикир йүргүзүлүши керәк иди. Сәнки чинхақани Уйғурларға нисбәтән уруш йолини тутуп, бу хәлқниң көзлиридин йаш әмәс, бәлки қан аққуздиң вә көз йаш деңизиға ғәрқ қилдиң. Мән өзәмниң азатлиқ вә мустәқиллиқидин ибарәт бүйүк ғайилиримни өткүнчи меһри муһәббәткә тегишмәймән. Нийитиңни дурус қилип, ғәзибиңни сәбир тақәт йүгини билән тартқан болсаң, бундақ артуқчә тәшвишләр болмиған болатти. Җәңчи адаләт үчүн җәң қилиду. Мениң тутқун һайаттики җәң мәйданим дәл сениң хан сарийиңдур.
Мән һөсн җамалимни бәхт саъадитимниң дәсмайиси қиливелип, пәқәт өз раһәт парағитимни ойлашни өз хәлқимгә болған хийанәт дәп билимән. Чүнки хәлқим қуллуқта азаб чекип, мусибәттә йашиса, мән өзәмни раһәт парағәт қойниға аталмаймән. Ханниң ордисидики алтун қәпәздә йашиғандин, ана йуртумға берип, вәйранә кәпидә олтуруп, йантақ отида су қайнитип, сунуқ һиҗирда чай ичкиним вә әркин нәпәс елип йашиғиниммиң мәртивә әладур. Ана йуртумға қайтип, дәрвиш сүпәт хар зар болуп йашисамму, хәлқимниң дәрдигә дәрман болалисам, өзәмни наһайити бәхтлик һес қилған болаттим. Әй йавуз, бәтбәшрә чин хақани! Мениң назук дилимни рәнҗитип, иззәт нәпсимгә тегишкә урунмақтасән. Маңа вә хәлқимгә қуллуқ вә харлиқни рава көрүп, аримизда шундақ чоң гунаһ вә адавәт пәйда қилдиңки, бу адавәт әсирләр өтсиму түгәп кәтмәйду. Бу питнә пасат вә адавәт отини икки дәрйа ― Тарим вә Хуаңхе дәрйасиму өчүрәлмәйду.
Мана бәш йилдин бери раһәт парағәт ичидә йашаватқан Уйғур хәлқидин заманъайниди, шуниң билән биргә бәхт амәтму қачти. Бу қандақ йурт болдики, әл нәзиридин йирақ, дилимиз сунуқ, елимиз вәйранә, йүрикимиздә әләм, ғуруримиз зулум зулмәттин пүкүлүп, қәддимиз йадәк егилди. Һалимиздин хәвәр елип, дәрд пәрйадимизни пүтүн дунйа хәлқигә җар селип уқтуридиған һечкимимизму йоқ. Бу йоруқ дунйада зәрричә адаләт барму йоқ?!
Бир мөҗизә йүз берип, бәхти қара айалниң аччиқ азабтин бирдинла қутулуп қалғиниға охшаш, үмид йултузлири барғансери өчүп кетиватмақта. Бәхтимгә қарши түрлүк тәқдир ойунлири мениң күч қуввитимни елип чарчатти. Мана мән һайат ләззәтлиридин ваз кечип, бу һайат билән видалишишқа тәййар туруптимән!» деди.
Ипарханниң сөзлирини аңлиған чийәнлоң хан өз өзигә: «бу йоруқ дунйада, ишқи муһәббәт алдида шаһ вә гадай бирдәк икән. У бу йолда һечкимгә зәрричә шәпқәт қилмиди.
Бу бәхти қара тәқдир ойунлири һечкимгә неминиң қачан болидиғанлиқидин алдин хәвәр берәлмәйдикән. Бу сәһраъи дала пәриси келип, вақти хушлуқ билән өткән өмрүмниң қалғинини пүтүнләй өзгәртип ташлап, бу йавайилар йуртиға қилған зәпәрлик йүрүшлирим өз өзәмни тәқип қилмақта һәм өз ихтийаримни қолумдин елип, рәңги роһим шәпқәтсиз, бирәһим һайат ойунлири дәшти далаға атқан алмидәк күндин күнгә солушуп кетиватмақта.
Бу ишқи муһәббәт отида көйүп, тик турғудәк мағдурум қалмиди. Бир заманлар «мәликулмәшриқ» хақан идим, мана әмди нативан сәвдаъийға айлинип қалдим. Бу ишқи муһәббәт теғи мени тирикла көмүп ташлиди» дәп пичирлиди.

Ипархан һәққидә кимләр немиләрни йазди?

Чиң сулалисиниң тарихий әсәрлиридин: «чиң сулалиси тарихи тәзкириси», «чиңсулалиси тарихи», «ғәрбий йурт тәзкириси» вә «чиң сулалисида өткән мәшһур шәхсләрниң тәрҗимиһали» қатарлиқ мәнбәләрдә чин хақаниниң ишқи муһәббитигә қарши, Ипарханниң хақанға болған ғәзәп нәприти һәққидә мәлуматлар берилгән.
Ундин башқа, хитайларниң тарихчи алимлири, йазғучи вә драматорглири түрлүк тарихй һөҗҗәт вә материйалларға асаслинип, әпсанигә айланған бу «ишқи муһәббәт вә нәпрәт» риъаллиқи һәққидә мақалә, драмма вә қәсидиләр йазди.
Хитай йазғучилиридин Йушәнфу өзиниң: «Ипархан һәққидә» дегән мақалисида, 1950 1951 йиллири Бейҗиң тийатирлирида «Ипарханниң ғәзипи» намлиқ сәһнә әсири ойналғанлиқини, бу әсәрдә Ипарханниң Чийәнлоңға баш әгмәй, өмриниң ахириғичә өз ери вә хәлқигә болған садақитини сақлап қалған, җәсур вә иппәтлик айал сүпитидә тәсвирләнгәнликини йазған.
Бейҗиңда ойналған «Ипархан» намлиқ башқа бир сәһнә әсиридә, Ипарханниң тутқун қилинип, Бейҗиңға елип берилғанлиқи, чин хақани Чийәнлоңниң униңға түрлүк һийлә микирләрни ишлитип, өз никаһиға алмақчи болғанлиқи вә униң көңлини елиш үчүн Қәшқәрдин Бейҗиңға уруқ туғқанлирини көчүрүп кәткәнликини, һәтта Бейҗиңда «Уйғурмәһәллиси» қуруп, мәсҗид селип бәргәнликини, шундақтиму, Ипарханниң: «чин хақаниға хотун (ханиш) болмаймән» дәп, Қәшқәрдин кәлтүрүлгән тупрақ үстидә өз көкрикигә хәнҗәр уруп өлүвалғанлиқи тәсвирлиниш билән биргә, сәһниниң әң ахирқи көрүнүшидә өз вәтини вә еригә болған отлуқ муһәббити вә садақити ипадиләнгән мундақ бир парчә шеъир оқулиду:
Һилә билән Чийәнлоң хан қилди еримдин җуда,
Шөһрити чоң болсиму, болмасмән аңа (униңға) хотун.
Сөйимән Йәһйа хоҗини, керәк әмәс (маңа) шаһ шәпқити,
Орда қәсир қәпәз маңа, оғидур аш неъмити.
Чиқсам қәпәздин қутулуп, кәтсәм йуртумға учуп,
Миң разимән өлүп кәтсәм, Вәтән тупрақини қучуп.

Уйғур қизи Ипарханниң гүзәллики, шәрми һайалиқ латапити пәқәт Чийәнлоң ханниң ишқи
муһәббитини ойғитипла қалмай, пүтүн хитай хәлқиниму өзигә мәптун қилди вә һайаҗанға салди.
Хитай шаъирлири бу Уйғур қизи һәққидә қәсидиләр тоқуп, шеъирлар йазди. Униң гүзәлқәдди қамити вә җасаритини көкләргә көтүрүп мәдһийләп, «Уйғур вәтәнпәрвәлики»ниң әң йүксәк чоққиси дәп баһа беришти.
Лекин кейинки йилларда йезилған наһайити көп тарихий әсәрләрдә, Ипархан һәққидики вәқәликләр сахтилаштурулуп: «1757 йили ака ука хоҗилар чин хақаниға қарши уруш қилған вақитта, Ипарханниң акиси Турди хоҗа бу ака ука хоҗиларға қошулмай, пүтүн аъилиси вә уруқ туғқанлири билән (шу җүмлидин Ипарханниму елип) Тәңритеғиниң Шималидики Или шәһиригә көчүп кәткән. 1758 йили, чин хақани қошуни ака ука хоҗиларға қарши кәң көләмлик уруш башлиғанда, Турди хоҗа вә пүтүн уруқ туғқанлири чин қошунлириға маслишип, ака ука хоҗиларға қарши урушуп, чин қошунлириниң ғәлибә қилишиға наһайити чоң төһпә қошқан. Шуниң үчүнму, 1760 йили уруш түгигәндә уларни(җүмлидин Ипарханниму) Бейҗиңға тәклип қилип, Турди хоҗиға нурғун мал байлиқ билән биргә «чин гугоң» (йәни дөләтни тинчландурушта алаһидә хизмәт көрсәткән җанаб) дегән пәхри унван вә мәнсәп билән мукапатлиған. Шундин кейин, Турди хоҗа өз сиңлиси Ипарханни Чийәнлоңға тартуқ қилип, шу арқилиқ Уйғур хәлқи билән чин хәлқи оттурисидики достлуқ вә қериндашлиқ мунасивитини мустәһкәмләш вә дөләтниң бирпүтүнликини қоғдашта алаһидә төһпә қошқан« дәп җөйлүшмәктә .
Буларниң һәммиси әзәлдин тарихни бурмилап, уни өзлириниң сийасий мәқсәтлири йолида ишлитиш үчүн урунған чин тарихчилириниң тарихни бурмилаш вә нәйрәңвазлиқ қилишидин башқа бир нәрсә әмәс.
Ислам дини вә униң маһийитини толуқ чүшәнмигән вә өзиниң сийасий мәқсәтлири үчүн тарихни халиғанчә бурмилаш мумкин дәп ойлайдиған чин тарихчилири бу тоқулма, йалған, сахтилаштурулған тарихи билән өзлириниң һәр тәрәптин саватсиз икәнликини тулуқ ашкарилап қоймақта. Чүнки, биринчидин: бу хоҗиларниң диний етиқадлири мустәһкәм болуп, улар өзлирини Муһәммәд Әләйәиссаламниң әвладлири дәп билиду. Диний ислам шәриъәтқануни билән елип ейтқанда, мусулман айалниң ислам динида болмиған, мушрик бир әргә йатлиқ болуши қәтъий мәнъи қилинғандур.
Иккинчидин: хоҗилар қизлирини капирлар уйақта турсун, өзи мусулман лекин хоҗа әвлади болмиған, аддий пуқраларғиму йатлиқ қилмайтти.
Чин тарихчилири диний саватиниң йоқлуқиға қаримай тарих йезиш арқилиқ, өзлириниң тарихни қәстән бурмилиғанлиқини паш қилип қойди.
Талантлиқ Уйғур йазғучиси вә драматорги Зийа Сәмәди Ипарханниң миллий азадлиқ йолида елип барған җәңгивар паъалийитини наһайити маһирлиқ билән образлиқ тәсвирләп бәргән болса, Уйғур хәлқиниң йеқин дости, мәшһур қазақ йазғучиси, академик Сабит Муқановму «Ипархан» намлиқ поъимисини йезип қалдурған.
Өзини «Ипарханниң әвлади» дәп қарайдиған, түрк хәлқиниң бүйүк драматорги Патимә Музәппәр Қайа ханим түрк хәлқиниң иптихари болған Ипархан һәққидә қәләм тәвритип, өзниң «дилшат хатун«» намлиқ икки қисимлиқ тирагидийисини йезип чиққан.
Патимә Музәппәр Қайа ханим Ипарханни дүшмәнләргә қарши елип берилған миллий азадлиқ җеңидә әсир чүшүп, Бейҗиңға елип кетилгән, вәтән мустәқиллиқи үчүн җәңгә атланған, азадлиқ вә мустәқиллиқниң бүйүк җәңчиси сүпитидә тәсвирләйду. У драммисини Ипарханниң өз әвладлириға мураҗиъәт қилип ейтқан төвәндики йалқунлуқ сөзлири вә җәңгивар чақириқлири билән ахирлаштурған: «әй қәһриман әвладим! Ғәпләттә йатма! Тәңри ата қилған, лекин басқунчилар бесивалған бу муқәддәс, пайансиз тупрақ сениңдур. Аллаһ һәр бир милләтни йаратқаникән, униң йашиши үчүн йәр земин вә башқа имканийәтләрниму бәргән.
Аллаһ инсанларни тәң, бап баравәр қилип йаратқан. Сениң йат, йағи дүшмәнлириңниң төмүртапини астида йашишиң һәққанилиқ әмәс. Тур орнуңдин! Бизләр қан берип вуҗудқа чиқиралмиған ишлар сениң бойнуңға «аманәт» тур!»
Дохтор Шамил һаҗи Алмасбеков өзиниң: «җаһанда тәңдиши йоқ гүзәл» намлиқ әсиридә Ипарханниң өз бәдинидин хушпурақ тарқитип турушиниң сәвәби һәққидә тохтилип мундақдәйду: «… Мәлумки, инсан вуҗудида тәр вә йағ ишләпчиқиридиған бәзләр мәвҗут болуп, бу бәзләр һәрдаъим тәр вә йағ ишләпчиқириш арқилиқ, инсан терисини һөлләйду вәсилиқлаштуриду. Әмма инсан бәдинидин аҗрилип чиққан бу суйуқлуқ һечқачан хушпурақ тарқатмайду, әксичә бәдбуй болиду. Лекин Ипарханниң бәдинидин һәмишә хушпурақлиқ ипар һиди тарқилип туруши Аллаһниң Ипарханға ата қилған мөҗизиси болуп, бундақ хушпурақ пәқәт пәйғәмбиримиз Муһәммәд Әләйһиссаламға ата қилинғаниди.

«Уйғур шаъири Абдуғопур Қутлуқ өзиниң: «Қәшқәр гүзили» намлиқ шеъирий балладисини Ипарханға вә униң җасаритигә беғишлиған болуп, шаъир:
Чийәнлоң хан қан төккән заман,
Уйғуристан болди «гөристан».
Азатлиқ үчүн әрәнчә кийинип,
Шәмшәр тутуп чиқти бу чокан.

Җаллат билән дуч кәлсә чанап,
Кирпики оқ, қашлири каман.
Қисас қолиға тутқузған қилич,
Аңа дәрман болғанти һаман.

Қаршисида көрүп бир һилал,
Таң қалғаниди батурлиқиға,
Гүл һөснидин болуп әқли лал,
Ким болатти бу, ашу айал?!

Дейиш арқилиқ, тәқдиригә тән бәрмигән Уйғур айалиниң аччиқ қисмитини вә униң тутқунлуқта азаптин башқа һечқандақ рушиналиқ көрмигән, пүтүн өмри җасарәт, ғорур, муһәббәт нәпрәт билән толған һайатини тәсвирләп бәргән.

Ипарханниң рәсими һәққидә

Бейҗиңдики хан сарайға Ипарханниң рәсими есип қойулған болуп, бәзи мәлуматларға қариғанда, бу рәсимни чин хақани Чийәнлоң Ипархан әсиргә чүшүп, Бейҗиңға кәлтүрүлгәндин кейин, сарайдики йаврупалиқ бир рәссамға сиздуруп, сарайға есип қойғаникән.
Бу рәсим 1911 йили, чиң сулалиси ағдурулуп, орниға хитай җумһурийити қурулған вақитлардиму сарай ичини безәп турған болуп, 20 әсирниң 20 йиллири сарайдики рәсимни көргән бир хитай шаъири рәсимгә беғишлап мундақ бир шеъир йазған:

Һөр, гүзәл җанан турар шәмшәр есип һәйвә билән,
Сеғинип өз йуртини чәксиз меһри шәпқәт билән.
Төкти қан шу қиз үчүн хақан қирип пуқрани көп,
Сүргили кәйпи сапа, ишрәт билән, шәһвәт билән.

Тәлпүнәр равақта қиз өз йуртиға ғәмкин беқип,
Кийими қанға бойалған йиғлиғач һәсрәт билән.
Қахшитип әпкәлди хан, шу қизни хан дийариға,
«Тәңритағ» қалған ғәзәптә боғулуп нәпрәт билән.

Бу рәсимни сизған рәссам Ромбрант әслидә Портигалийилик болуп, у император Каңши хан(1662 1723) дәвриниң ахирқи йиллири католик динини тарқитиш үчүн хитайға кәлгәниди. У хитайда дин тарқитиш билән биргә, рәссамлиқ, нәққашлиқ вә астрономийә илми биләнму шуғуллинип, 1767 йили Бейҗиңда вапат болған.
У Ипарханниң рәсимини шу дәврләрдә йаврупада раваҗ тапқан ретсарлар қийапитидә сизған болуп, Ипарханниң бу рәсими униң өмриниң ахирқи мәзгиллиридә сизған рәсимлиридин бири һесаблиниду.
Рәсимдә Ипарханниң бешиға дубулға, учисиға савут кийгүзүлгән болуп, Ипарханниң алп палванларға хас җәсурлуқи билән биргә гүзәлликиму алаһидә намайән қилинғаниди.
Ипарханниң бизгә йетип кәлгән йәнә бир парчә рәсимиму һәрбий ретсарлар қийапитидә сизилған болуп, хитай тарихчилири: «бу рәсимни Бейҗиңдики хан сарийида ишлигән вә Ипарханни өз көзи билән көргән италийилик рәссам Җ. Гастилиъон сизған» дәп қаримақта.

Үрүмчидики тарихий музейниң сабиқ директори, мәрһум Йусупбек Мухлисов:
«Бәзи мәлуматларға асасланғанда, бу рәссам пәқәт Ипарханниң рәсиминила сизип қалмай, бәлки чин хақаниниң Шәрқий Түркистанни бесивелиш җәрйани тәсвирләнгән 19 парчә рәсим сизған. Бу рәсимләр 1765 йили Париждики таш басмиханида бесилған болуп, у рәсимләр топлими һазир Үрүмчидики тарихий музейда сақланмақта» дәп йазиду. Чийәнлоң ханниң бир шеъирида: «у (Гастилиъон Лиъон) 30 парчә рәсим сизған» дәп йазған болуп, бу мәрһум Йусупбек Мухлисовниң пикриниң тоғра икәнликини испатлимақта. «Бу рәсимләрниң ичидә Ипарханниң бешиға дубулға, учисиға савут кийгән ретсарлар қийапитидики рәсимидин башқа, ғәрбий йаврупа посонида йопка кийгән һалда тәсвирләнгән рәсими вә манҗу кийими кийип, чинхақани Чийәнлоң билән шикарға чиққан (ат үстидики) рәсимлириму бар». Хитай тарихчиси Йушәнпу вә башқилар Ипархан һәққидә йазған әсәрлиридә, Ипарханниң рәсимини сизған рәссамниң исмини «лаң ши ниң» дәп йазған болсиму, тәрҗиманлар немә үчүндур «ромбрант» дәп тәрҗимә қилған. Лекин, биз елип барған тәтқиқат нәтиҗилиригә асасланғанда, уни «ромбрант» әмәс, бәлки «гастилиъон» йаки аддий қилип «лиъон» дәп йезиши керәк иди. Чүнки хитай мәнбәлиридә көрситилишичә, каңши ханниң ахирқи дәврлиридә хитайға келип, чийәнлоң хан дәвридә хан ордисида ишлигән рәссам Гастилиъондур. Бу рәссамни португалийилик йаки италийилик дегүчиләрму, униң исмини хитай тәләппузида бирдәк «лаң ши ниң» дәп йазған болуп, демәк, у икки әмәс, бәлки бирла рәссам иди вә у португалийәдин әмәс, италийәдин кәлгәниди.
Әхмәт Игәмбәрди: «20 әсирниң 50 йиллирида, Әнглийәдә рәсмий зийарәттә болған хитай баш министири Җуъинләй шу дәврдики Әнглийә баш министири «Един» дин 1904 йили әнглийәликләр Бейҗиңдин олҗа елип кәткән икки нәрсини: бири, Ипарханниң италийәлик рәссам Лиъон тәрипидин сизилған рәсими, йәнә бири, Тәйпиң Тийәнгониң дөләт байриқини қайтуруп беришни илтимас қилған. Әнглийә һөкүмити Тәйпиң Тийәнгониң дөләт байриқини қайтуруп бәргән болсиму, Ипарханниң музийларниң биридә сақлиниватқан рәсиминиң копийәсини бәргәниди» дәп йазиду.
Демәк, Йусупбек Мухлисов вә Әхмәт Игәмбәрдиләр өз әсәрлиридә италийилик рәссамниң исмини «ромбрант» әмәс, бәлки «гастилиъон» йаки «лиъон» дәп йазған.
Ипарханниң гүзәл латапити вә гүлдинму нәпис чирайини көрүп һәйран қалған хитай рәссамлири Ипарханниң сизилған рәсими асасида копийисини (көчүрүлмә нусха) сизған болуп, бу рәсимләрдә Ипарханниң Уйғурларға хас чирайи вә гүзәл латапити йоқилип, йүзқурулмиси манҗу йаки хитайлаға охшитип қойулған.
Атақлиқ Уйғур рәссами Абдулхалиқ Өмәруп 1957 йили, манҗу хитай чирай қилип сизилған шу рәсимләрдин пайдилинип, Ипарханниң рәсимини һәқиқий Уйғур чирайида қайтидин сизип чиққаниди.
1980 йили Алмутадики атақлиқ Уйғур рәссами Йусупҗан Турдийев йуқиридики бирқанчә нусхидин пайдилинип, зоһурпош (ретсар) қийапитидики алп қамәтлик, гүзәл латапәтлик, шәрми һайалиқ Уйғур қизиниң образини маһирлиқ билән йаратқан болуп, бу рәсим Алмутада наһайити көп нусхида нәшр қилинип тарқитилди. Муқавида, Ипарханниң әшу рәсимини көрүп турупсиз.

Ипархан қачан вапат болған вә қәйәргә дәпнә қилинған?

Ипарханниң қачан, қәйәрдә вапат болғанлиқи вә қәйәргә дәпнә қилинғанлиқи һәққидә түрлүкпикир мулаһизиләр бар.
Хитай тарихчиси Йушәнфу Бейҗиңдики хан сарийи архиплиридин пайдилинип йазған «Ипарханға даъир материйаллар» намлиқ әсиридә: «Ипархан 1760 йили 4 февралда Бейҗиң хан сарийиға елип келингән болуп, 1789 йилиниң 19 април күни вапат болған. У хансарийида 28 йил йашиған» дәп йазған.
Хитай тарихчиси Ваң Йачен: «Ипарханниң сизма рәсими» йаки «Ипархан вә ромбрант» дегән әсиридә: «Ипархан өзиниң һәрдаъим йәң ичидә хәнҗәр йошуруп йүридиғанлиқини чин хақаниға мәлум қилған. Чийәнлоң хан ордидики инавәтлик сарай хизмәтчилири арқилиқ, Ипарханниң өз йенида хәнҗәр елип йүрүшиниң йахшилиқтин бешарәт бәрмәйдиғанлиқини вә униң түрлүк йаман нийәтләрдин ваз кечиши керәкликини ейтип нәсиһәт қилғанда, Ипархан: «бу ачкөз, йәр земин вә мал байлиққа тоймайдиған чин хақани мениң ана йуртумни ханивәйран қилип, хәлқимгә җәбри зулум йәткүзди. Мени уруқ туғқан, қериндаш, бала чақа вә еримдин айриди. Мениң бирдинбир тиләйдиғиним шуки, чин хақанини өлтүрүп, әл йурт үчүн интиқам елип өлүп кәтсәм арминим йоқтур» дәп җаваб бәргән. Шундақ болсиму, чин хақани униңға болған ишқи муһәббитидин униң(Ипарханниң) өзигә хас мәхсус ханисигә бималал кирип чиқишиға шәрт шараъит йаритип бәргән. Лекин Ипархан йәнила өзини өлтүрүвалған» дәп йазиду.
1960 йили Йапонийәдә нәшр қилинған: «Асийа тарихидики муһим вәқәләр» намлиқ тарихий луғәтниң 3 том 298 бетигә берилгән, Йапон тарихчиси Җуңшәнбалаң йазған: «Ипархан» намлиқ мақалида: «Ипархан ― хитайдики чиң сулалиси дәвридә йашиған Уйғур қәбилә башлиқиниң мәликиси болуп, униң бәдинидин хушпурақ чиқип турғачқа «Ипархан» дәп аталған.
Ипархан 1759 йили, ака ука хоҗилар қозғилиңи бастурулғандин кейин, әсиргә чүшүп Бейҗиңға кәлтүрүлгән болуп, у чин хақаниниң түрлүк алдамчилиқ, һилә микир вә доқ попозилириға қаримай, өзини мәғрур тутуп, униңға һеч баш әгмигән.
Бундин хәвәр тапқан ханниң аниси оғлиға: «әсирәңниң нийити йаман, уни өлтүрүветиш керәк. Мубада өлтүрүшкә көңлүң унимиса, өз йуртиға қайтурувәткин!» дегән болсиму, оғли униң сөзлиригә етибар бәрмәй, Ипарханни давамлиқ сарайда тутуп турған.
Униң ишиға нарази болған ханниң аниси Ипарханни өлтүрүвәткән» дәп йезилған.
Башқа мәнбәләрдә: «Ипархан ордиға келиштин бурун, Чийәнлоң хан хитайниң җәнубидики Чеңҗо дегән шәһәргә барғанда, у йәрдә Шиңъер исимлик наһайити гүзәл саһибҗамал бир қизниң барлиқини аңлап, уни ордиға кәлтүрүп, көп меһри шәпқәт көрсәтти. «Ақмәликә» дәп аталған бу қиз ханниң әң йахши көридиған мәликилиридин биригә айлинип қалған.
Лекин Ипархан ордиға кәлтүрүлгәндин кейин, униңға ашқ болған чин хақаниниң худди кепинәктәк униң әтрапидила чөргиләп йүрүшини көрүп, рәшик отиға чүшкән «ақмәликә» хан анисиға әрз қилип барған. Хан аниси Ипарханни Чийәнлоңдин йошуруп, адәм әвәтип өлтүргүзүвәткән» дәп йезилған.
Җин Шухо: «чин хақани вә униң ханишлири» намлиқ әсиридә: «Ипарханниң өлүмидин қайғу һәсрәткә толған хан, Ипарханниң өлүмигә сәвәб болған «ақ мәликә»ни хан ордисидин қоғлап чиқарған» дәп йазған.
Ипархан вапат болғандин кейин, җәсидиниң қәйәргә дәпнә қилинғанлиқи һәққидиму наһайити көп талаш тартиш вә бәс муназириләр мәвҗут.
Хитай тарихчи вә йазғучилири: «Ипархан Бейҗиңға йеқин Зунхуа дегән йәрдики чиңсулалисигә хас «шәрқий қәбристанлиқ» қа дәпнә қилинған. Чүнки бу йәрдә ечилип қалған(әслидә оғриланған) бир қәбрә ичидин алтун һәл билән Қуръан йезиқи йезилған тавут тепилған болуп, бу Ипарханниң қәбрисидур» дәп йезишмақта.
Мутләқ көп сандики Уйғур тарихчи алимлири вә зийалилири: «Ипарханниң қәбриси Қәшқәр шәһириниң төшүк дәрвазиси сиртидики «қоған» ға җайлашқан Аппақ хоҗа мазири ичигә қойулған» дәп қаримақта.

1957 йили Қәшқәрдә илмий екиспедитсийә елип берип, Ипархан вә униң мәқбәриси үстидә тәтқиқат йүргүзгән тарихчи алим Йусупбек Мухлисов өзиниң Қәшқәрдики зийалилар(җүмлидин Уйғур тарихи вә классик әдәбийатини йахши билидиған, Аппақ хоҗа мазириниң шәйхи вә мутәвәллиси Муһәммәд Имин һаҗи) билән Ипархан вә униң қәбриси һәққидә сөһбәт елип барған. Йусупбек Мухлисов Муһәммәд Имин һаҗи билән учришип униңдин Ипархан қәбри һәққидә сориғанда: «ол зати пак, қәлби пак, виҗдани пак Уйғур қизи, чинхақаниниң өзигә қилған шунчә ишқи муһәббәт вә меһри шәпқитигә қаримай, Чийәнлоңханға илтимас қилип Қәшқәрдин бир тағар тупрақ кәлтүргән вә тупрақни хас һуҗрисиға әкирип, у муқәддәс ана тупрақ үстидә өз йүрикигә хәнҗәр уруп, бу дунйа билән видалашқан.
Ипархан әң ахирқи нәпсигичә өз дүшмәнлиригә бойун әгмәй, мәртләрчә өлүшни рава көргән вә өз хәлқи, вәтинигә мәңгү садиқ пети қалған. Ипархан: «әгәр һайат вәтәнсизликтә харлиқ билән өтидиған болса, ундақ өмүрниң қисқа болғини йахши. Қуллуқ вә тутқунлуқ һайатидин өлүм әвзәлдур» дәп биләтти.
Ипархан өлүвелиштин бурун өз йуртдашлириға вәсийәт қилип, җәсидини Қәшқәргә елип берип, ата бовилириниң мазириға көмүшни тапилиғаникән.
Бейҗиңдики йуртдашлири униң вәсийитигә асасән, җәсидини мумйалап, тавутқа селип, бәш миң чақиримдин артуқ йолни пийадә бесип, өз ана маканиниң алтун туприқиға дәпнә қилип униң вәсийитини әмәлгә ашурған» дәп йазиду Йусуп Мухлисов.
Уйғур хәлқиниң атақлиқ шаъири Абдуғопур Қутлуқ өзиниң Ипарханға беғишлиған: «Қәшқәр гүзили» намлиқ шеъирий балладисида, Ипарханниң тавутини йәлкисигә елип, Бейҗиңдин Қәшқәргә қарап йолға чиққан Уйғур хәлқиниң пәләккә йәткән дәрд әләмлик аһу зарини вә мәрсийәлирини тәсвирләп мундақ йазған:
Чөл байаван кезип келәр йурт,
Йәлкисини басқан зор тавут.
Бу бипайан «ипәк йоли» да,
Тәшналиқтин болсиму набут.

Барчиниң бешида бир ғәм,
Барчиниң кирпикидә нәм.
Йалаңғидақ путқа патса таш,
Барчә дилға патар бир әләм.

Кимгә бунчә тутар чоң матәм,
Тавуттики шаһму, пәриму?
Кимдин кәлгән бала қаза бу,
Барчә йиғлар бунчә аһ уруп.

Кимгә шунчә һәсрәт һаза бу?
Ким у йатқан һөр саһибҗамал?
Туғидикән айниму айал,
Өзи зар-зар йиғлитип қойуп.

Гойа өзи издәр бир амал,
Сәддичинни қойди арқида.
Ничүн қоймас тавутни мунчә,
Ким у бивақ тозиған ғунчә?

«Ким болатти?» деди көк шаһи:
Мән шаһиди униң гуваһи,
«Әлгә әрк керәк!» дегини,
Мән һәйранмән, болди гунаһи.

Чийәнлоң хан қан йағдурған заман,
«Уйғуристан» болди «гөристан».
Азатлиқ үчүн әрәнчә кийип,
Шәмшәр тутуп чиққан бу чокан.

Җаллат билән дуч кәлсә чокан,
Кирпики оқ, қашлири каман.
Қисас қолға тутқузған қилич,
Аңа дәрман болғанти һаман.

Тавут кәлди ешип тағу таш,
Тәңритеғи әгди ғәмкин баш.
Тарам тарам йиғлиди үнсиз,
Или, Тарим болуп ақти йаш.

Титрәп тилға кирди Хантәңри:
«Ақарттиғу чачни әл ғеми».
Түгүрлинип таш болди дәрди,
Мән таш әмәс, әлниң әлими.

Муңлуқмикин шуңа сатари,
Көрүлмигәч һеч таңниң атари.
Ипарханни басти бағриға,
Өксүп Аппақ хоҗа мазари.

Хитай мәнбәлиригә асасланғанда, Ипарханниң 1789 йил 4 айниң 19 күни, 54 йешида вапат болғанлиқи һәммигә айан болсиму, лекин Ипарханниң өз әҗили билән өлгәнму йаки башқилар тәрипидин өлтүрүлгәнму, қәйәргә дәпнә қилинған, Бейҗиңғиму йаки Қәшқәргиму?…
Дегәндәк мәсилиләр узун йиллардин бери бәс муназириләргә сәвәб болуп кәлмәктә.
Мән 1956 йили, хитай пәнләр акадимийиси Шинҗаң шөбисини қурушқа тәййарлиқ көрүш һәйъитиниң ойуштуруши билән «Шинҗаңниң 1949 йилидин бурунқи иҗтимаъий әһвалини тәтқиқ қилиш илмий екиспедитсийә гурупписи»ниң тәркибидә Қәшқәргә берип, Аппақ хоҗа мазирини зийарәт қилдим. Бизни мәқбәрәгә башлап киргән йолбашчи бир қәбрә үстидә турған тәхтираванни көрситип туруп: «бу Ипарханниң җәсидини Бейҗиңдин көтүрүп кәлгәндә ишләткән тәхтиравандур» дәп бәргини һазирму йадимда ениқ турупту. Әнә шу тәхтираванниң өзи: «Ипархан бовиси Аппақ хоҗиниң мәқбәриси ичигә дәпнә қилинған» дәп хуласә чиқиришқа дәлил болалайду.
Биз бу мәсилиләр һәққидә техиму ениқ йәкүн чиқириш вәзиписини кейинки әвлад тарихчилириға һавалә қилип, төвәндә Ипархан билән мунасивәтлик йәнә бир вәқә, «җигдәйеғилиқи» дәп аталған қозғилаң һәққидә тохтилип өтмәкчимиз.

Майимхан йаки «җигдә йеғилиқи»

Шәрқий Түркистан асминини қара булутлар қаплап, Уйғур хәлқи үстидә җәбир зулум барғансери күчәйгән вә һайат учқунлиридин үмид үзүлгән бир пәйттә, вәтәндин бәшмиң чақирим узақтики Бейҗиңдә тутқунлуқта ― алтун қәпәздә сақлиниватқан Ипархан билән мунасивәтлик йәнә бир вәқә, өз миллий мустәқиллиқи, әркинлики, инсаний һоқуқлири үчүн күрәшкә атланған, йәнә бир айал қәһриман Майимхан (йаки Майсихан) вәқәси йүз бәрди. Бу, Шәрқий Түркистан асминини қаплиған қара булутларни йерип, йоруқлуқ ата қилған йәнә бир чақмақ болуп, мәвҗутлуқидин үмид үзгән Уйғур хәлқини йәнә дүшмәнгә қарши җәңгәчиллиғучи мәшъәл болуп чақниди.
Чин хақани Шәрқий Түркистан земинини бесивалғандин кейин, бу тупрақта миң йиллар давамида шәкилләнгән сийаси, иқтисадий түзүлмә, миллий мәдәнийәт, диний өрп адәтләрни йоққилип, униң орниға басқунчи һөкүмран тәбиқиләрниң иҗтимаъий, пәлисәпәвий пикир, дунйавий вә әхлақий көз қарашлирини зорлап сиңдүрүшкә урунди.
Лекин, Уйғурларниң етник келип чиқиши, диний етиқади, тил вә дил, өрп адәтлири, йезиқ мәдәнийити, иҗтимаъий пикир, мәнивий әхлақий көз қарашлири вә психологийиси қатарлиқ җәһәтләрдә чинлиқлардин түптин пәрқлиқ болғачқа, уларниң иҗтимаъий көз қариши вә түрлүк пәлисәпивий пикирлириниң һечқайсисини қобул қилмиди.
Чин хақани Шәрқий Түркистанни бесивелиш җәрйанида өзигә хизмәт қилған миллий хаъинларни риғбәтләндүрүш үчүн, уларға бир қатар «нами улуғ, супуриси қуруқ» әмәл мәнсәпләрни берип, уларни өзи үчүн техиму садиқ ит болуп ишләйдиған ғалчиларға айландурғаниди.
Әнә шундақ миллий хаъинлардин бири қумул ваңи (Кинәз) Йусупниң иниси Абдуллаһ Уч(Учтурпан) қа һаким болуп тәйинләнгәниди. Абдуллаһ йәрлик хәлқни наһайити қаттиқ езип, Қумул ваңлириниң әзәлдин бери йолға қойуп келиватқан дарханлиқ түзүмини орнитип, деһқанларни һәптидә алтә күн ваңға, пәқәт бир күн өзигә ишләшкә мәҗбур қилғаниди. Уч (Учтурпан) тики манҗу хитай әмәлдарлири өзлириниң тинч аман йашап, хатирҗәм кәйп сапа сүрүши үчүн йәрлик хәлқни зорлап, кәңлики бәш метир, егизлики алтә метир вә һәр тәрипиниң узунлуқи 1544 метир келидиған, һәр тәрипидә бирдин қовуқ йасалған мустәһкәм қәлъә қуруп, униң ичигә өзлири үчүн турар җай, ишхана, һәрбий газарма, түрмә вә ибадәтханиларни салғузди. Хәлқ әнә шундақ сепил йасаш вә башқа хилмухил алваң йасақларниң астида езилип, һөкүмран әмәлдарларға болған наразилиқи күчәйгән бир мәзгилдә, чин хақани Чийәнлоң өзиниң Учтики әмәлдари Сучиңға Учтин җигдә көчити елип, Бейҗиңға тикиш буйруқини чүшүрди.
Чийәнлоң хан җигдә көчитини Бейҗиңға апирип тикиш буйруқини өз хаһиши билән әмәс, бәлки Ипарханниң тәлипини орундаш үчүн чүшүргән иди. Чүнки Ипархан: «өз ана йуртумни, униң гөһәрдәк тағу ташлирини, алтун тупрақта өсидиған йопурмиқи күмүш, мевиси алтун дәрәхни сеғиндим» дегәниди. Чийәнлоң вә әмәлдарлири көп издиниш арқилиқ бу дәрәхниң Қәшқәрийәдә өсидиған җигдә икәнликини билип, Учтики әмәлдар Сучиңға Бейҗиңға җигдә көчити елип келиш пәрманини чүшүргәниди.
Бу пәрман 1765 йилиниң йанвар ейида Сучиңға йәткүзүлди. Амбал Сучиң пәрманға бинаъән, Учниң «җигдилик» дегән йеридин алған көчәтләрни қапларға селип, 1765 йилиниң 14 феврал күни, өзи вә оғлиниң мал мүлки билән қошуп 240 һашарчиға көтүртүп, кичик бәгләрдин Рәһмәтуллаһниң җавабкарлиқи вә чин чериклириниң назарити астида Бейҗиңға йоллиди.
Учниң «илқиш дөң» дегән йеригә кәлгәндә, көчәт көтүрүп кетиватқан һашарчилардин бири чарчап кетип, биръаз дәм еливелиш үчүн олтурғаниди. Уларни назарәт қилип кетиватқан чин чериклиридин бири бу һашарчини: «йол маңмай олтурувалдиң» дәп қилич билән каллисини еливәтти.
Чин әмәлдарлириниң Уйғур хәлқигә қилған түрлүк зорлуқ зумбулуқлириға чидимай аран турған Рәһмәтуллаһ бәг чин черикиниң бигунаһ һашарчини өлтүрүвәткәнликини көрүп, қаттиқ ғәзәпләнди вә һашарчиларға: «җигдә көчәтлирини ташлап, черикләрни өлтүрүңлар!» дегән буйруқни берип, алди билән өзи қораллиқ черикләргә һуҗум қилди. Һашарчилар черикләрни өлтүрүп, қорал йарақлирини тартивалди. Андин шу кечиси, Уч һакими Абдуллаһ вә амбал Сучиң башчилиқидики әмәлдар вә черикләрни өлтүрүп, һаким мәһкимисигә от қойувәтти.
Шундақ қилип, Шәрқий Түркистан тарихида мәшәур «җигдә йеғилиқи» йаки «учтурпан қозғилиңи» дәп аталған қозғилаң башланди.
Шәрқий Түркистан хәлқиниң чәтъәл басқунчилириға қарши елип барған миллий азатлиқ күрәшлири чин басқунчилири бу йуртқа бесип киргәндин буйан башланған болуп, «учтурпан қозғилиңи» әнә шу миллий азатлиқ һәрикәтниң давами вә әң йуқири пәллисидин бири һесаблиниду.
Залимлар зулмидин дәрғәзәпкә кәлгән хәлқ аммиси Рәһмәтуллаһ бәг вә униң иниси Әсмәтуллаһ бәгниң башчилиқида җиддий һәрикәт елип берип, шу күнниң өзидила Учтурпанниң әтрапидики Қарағоҗа, Йавағ, Қумушлуқ, Ақ боз, Җигдилик, Ақтоқай қатарлиқ җайлардики чин қошунлириға әҗәллик зәрбә берип, пүтүн шәһәрни игәлливалди.
Бу қозғилаңдин хәвәр тапқан чин хақани Чийәнлоң хан Учтурпанға йеқин Ақсудики амбили Бийән тп Хәй, Кучар амбили Йи Бав вә Қәшқәрдики мәслиһәтчи әмәлдари (Сәнзәндачиң) Наштуңларни наһайити көп қошун билән қозғилаңни бастурушқа әвәткән болсиму, буларниң һәммиси қозғилаңчилар тәрипдин пүтүнләй тар мар қилинди.
Шуниң билән, император Чийәнлоң или Җаңҗүн (генерал гобирнаторлуқи) гә буйруқ берип, у йәрдики манҗу хитай сәккиз туғлуқ вә йешил туғлуқ ләшкәрлирини сәпәрвәр қилип, илғар қораллар билән қоралланған он миң ләшкәрниң генерал Миңрүй башчилиқида муздаван арқилиқ Ақсуға әвәтишни тапилиди. Ундин сирт, Бейҗиңдин өзиниң әң садиқ гуардийәси вә тәҗрибилик генерали Агунийни наһайити көп ләшкәр билән Учтурпанға йоллиди.
Учтурпан қәлъәсини қоршивалған чин қошунлири шәһәргә топ зәмбирәк атса, қозғилаңчилар оқйа ататти. Улар милтиқ атса, қозғилаңчилар калтәк, тоқмақ, нәйзә вә таш ататти.
Нәтиҗидә, тинч шәһәр аһалиси вә қозғилаңчилар көп талапәт көрди. Қозғилаңчиларниң рәһбири Рәһмәтулла бәг оқ тегип шеһид болди. Қозғилаңчиларға униң иниси Исмәтуллаһ бәг рәһбәрлик қилди.
Қозғилаңчиларниң асасий күчи қол һүнәрвән, деһқан вә шәһәр кәмбәғәллири болуп, улар чин қошунлириға қарши алтә ай қәһриманларчә җәң қилди. 1765 йили 8 айниң 15 күни, қозғилаңчиларниң ичидин чиққан Шерип ахунға охшаш хаъинлар қозғилаңчиларниң асасий рәһбәрлиридин Исмәтуллаһ, оғли Әмруллаһ куйъоғли Таһир қатарлиқ муһим шәхсләрни һийлигәрлик билән қолға елип, манҗу хитайға тапшуруп бәрди. Чин қошунлири шундин кейинла шәһәргә киришкә мувәппәқ болалиди.
Шундақ қилип, алтә ай давамлашқан миллий азатлиқ һәрикәт қозғилаңчиларниң ичидин чиққан хаъинларниң сатқинлиқи билән мәғлубийәткә учриди.
Әнә шундақ мурәккәп бир вәзийәттә, Рәһмәтуллаһ бәгниң сиңлиси Майимхан (Майсихан) ата анилири, дост йарлири, қериндаш, уруқ туғқанлиридин айрилған бир қисим әр айаллирини чин қошунлириниң қоршавидин тинч аман қутулдуруп чиқишқа муйәссәр болди.
Майимхан қоршавдин қутулуп чиққан Әмәт Бурғуй, Йолвас Палван қатарлиқ 150 нәпәр әр айални қайтидин тәшкилләп, Учтурпанниң тағ, орман, сай җилғилириға йошурунуп йүрүп, чин қошунлириға һуҗум қилип, уларни хелила гаңгиритип қойди.
Көп өтмәй, Майимхан башчилиқидики бу күрәш Уйғур хәлқиниң арисида әпсанивий ривайәткә айланди. Мәсилән: «Майимхан қошуни», «Майимхан җеңи», «Майимхан җасарити», «Майимхан ат үстидә қилич ойнитип, дүш мәнләрни қирип ташлапту», «Майимханға оқ вә қилич өтмәйдикән» дегәндәк сөзләр пүтүн Шәрқий Түркистан дийариға кәң тарқалғаниди.
Майимхан башчилиқидики бу һәрикәт Учтурпан миллий азатлиқ һәрикитиниң давами болуп, чин қошунлириға қарши елип берилған күрәш Учтурпан әтрапидики тағ, орман, сай, җилға вә идирларда йәнә үч ай давамлашти.

Тағлардин макан туттуқ,
Бағлардин орун тәгмәй.
Қалған күнимиз мушу,
Залимларға баш әгмәй.

Мана бу қошақта шу дәврниң роһи, Майимхан башчилиқидики қәһриман Уйғур хотун қизлириниң җасарити мәдһийиләнгәниди.
Майимхан вә униң йардәмчиси Ғунчәхан башчилиқидики йаш җуван қизлар қиличини йалиңачлап, Учтурпан әтрапидики тағ вә орманларда дүшмәнләргә қақшатқуч зәрбә бәрди.
Илғар қоралларни көтүрүвалған он миңларчә чин ләшкири уларни өлтүрүш йаки тирик қолға чүшүрүш үчүн шунчә һәрикәт қилсиму, йәр шараъити вә сай җилғиларни йахши билмигәчкә, қолидин һечқандақ иш кәлмигәниди.
Лекин бу Уйғур қизлири өзи вә хәлқиниң қисмитини өзгәртиш үчүн һәрқанчә җасарәт көрсәткән болсиму, дүшмәнләр билән болған җәңләрдә наһайити көп чиқимға учриғачқа, барғансери мүшкүл әһвалға чүшүп қелишқа башлиди. Чүнки бу қанлиқ җәңләрдә Майимхан башчилиқидики йәттә қиздин башқа әр айалларниң һәммиси қурбан болғаниди. Шундақтиму, йәттә қиз җасаритидин қайтмай, давамлиқ күрәш қилди. Учтурпанниң Ақтоқай дегән тағлиқ районида болған җәңдә, йәттә қиз дүшмәнниң қатму қат қоршавида қалди. Улар һәрқанчә күчисиму бу қоршавни бөсүп чиқиши натайин иди. Шуңа улар икки йолдин бирини таллашқа мәҗбур болди. Бири, дүшмәнгә тәслим болуп, тутқунлуқ, хорлуқ вә азаб оқубәт ичидә йашаш. Йәнә бири, өлүм иди. Дүшмәнгә тәслим болушни өзлиригә ар нумус дәп билгән бу йәттә қиз Ақтоқайниң әң егиз чоққисиға чиқип, өзлирини пәскә ташлиди. Йәни улар қәһриманларчә қурбан болуп, шеһидлик шәрбитини ичти.
Һазирқи Учтурпан наһийисиниң Ақтоқай дегән йеридә «йәттә қизлирим» дәп аталған бир мәқбәрә бар. Уйғур хәлқи миллий азадлиқ йолида күрәш қилип, қурбан болған Уйғур қизлириниң намини мәңгү йадлап туруш үчүн бу мәқбәрини өзлириниң муқәддәс зийарәтгаһ вәсәйлигаһиқа айландурувалған.
Бу мәқбәрә ― Уйғур хәлқиниң вә күрәшчан оғул қизлириниң өз хәлқиниң миллий мустәқиллиқи үчүн җан пида қилған, мәрт, җәсур һайатиниң символи болуп, йаш әвладларда миллий вәтәнпәрвәрлик роһи йетилдүрүш үчүн муһим әһмийәткә игә, муқәддәс орун һесаблиниду.
Учтурпан қозғилиңи бастурулғандин кейин, чин хақани хаъин Шерип ахунни: «өзхәлқиңгә хаъинлиқ қилған адәм, бир күни чоқум бизгиму хаъинлиқ қилисән» дәп өлүмгә һөкүм қилди.
Қозғилаң бастурулғандин кейин, чин қошуни ишқа йарамлиқ он миңларчә инсанни өй җай, бала чақисидин айрип, чин қошунини беқиш үчүн, Учтурпандин Или шәһири вә униң әтрапидики йезиларға сүргүн қилди. Улар асасән деһқанчилиқ қилғанлиқи үчүн, манҗулар уларни «тариқчи» дәп атиди. Һазирқи тилимиздики «таранчи» сөзи әнә шу «тариқчи»ниң өзгәртилгән варийантидур.
Көп өтмәй, Учтурпанда өлтүрүлгән вә сүргүн қилинғанларниң орнини толдуруш үчүн, Турпандин наһайити көп аһалини бу йәргә көчүрүп кәлди. Бурун бу йәр «уч» йаки «уш» дәп атилатти, Турпандин адәмләр көчүрүп келингәндин кейин, «уч» ниң кәйнигә «турпан» исми қошулуп, «учтурпан» дәп атилишқа башлиди.
Шәрқий Түркистанниң истиқбал қуйаши петип, саъадәт қуйашиниң қайта көтүрүлүшидин үмид үзүлүп, инисаний қәдир қиммәт һақарәтлинип, айақ асти болуватқан дәврдә башланған «учтурпан қозғилиңи»да наһайити көп адәм өлтүрүлүп, қалғанлири Илиға сүргүн қилинғанлиқтин, баҗ селиқ, һашар вә башқа қийинчилиқлар Учтурпанда қалған қери чөрә, кичик балилар вә хотун қизларниң үстигә йүкләнгәчкә, хәлқниң наразилиқи күнсайин ешип бармақта иди.
Гәрчә хәлқ қозғилиңи чин қошунлири тәрипидин қанлиқ бастурулған болсиму, униң келип чиқиш йилтизи сақлинип қалғачқа, Уйғур хәлқиниң өз мустәқиллиқи үчүн елип барған күриши бир күнму тохтап қалғини йоқ.
Демәк, түркий хәлқлиридики Томарис, Айбәрчин, Ипархан, Майимхан вә Нузугум қатарлиқлар асас салған бу күрәш вә җасарәт һаман давам әтмәктә!

Ирпан Тохтийев
Өзбекистан тарихй дөләт музейиниң чоң илмий хадими
Тарих пәнләр намзати

2006 йил март Ташкәнт