Вторник, 3 декабря, 2024
Аммибаб

IInqilawi qurban Rizwan’gül

 

— Уйғур хәлқиниң пәхирлик қизи, милли қәһриман, шәпқәт һәмшириси Ризвангул 1925 — йили Қазақистанниң Алма ата области Челәк районида туғулған. Дадисиниң исими Һашим ахун, аписиниң исми Мәрйәмхан болуп, дадиси жуң тиҗарити билән шуғуллинатти. 1932 — йили Ризвангул 7 йаш вақтида алисидикиләр билән Ғулҗа шәһиригә (Пушман мәһәллисигә) келип олтурақлашқан. 1933 — йилидин 1940 — йилиғичә Ғулҗидики шәрқ мәктәп вә умут мәктәплиридә оқуған. 1940 — йили Урумчи оттура дәриҗилик милли қизлар мәктәп боғалтирлиқ кәспий синипида оқуған.1943 — йили оқуш путуруп Ғулҗиға қайтип кәлгән вә шу йили вилайәтлик почта идарисигә хизм әткә орунлашқан. Ризвангул мәрипәтпәрвәр вә тәрәққийпәрвәр айлидә чоң болған. У аилисиниң болупму оқутқучи устазлириниң тәсиридә кичикидин тартипла тиришчан, өткур пикирлик, кәмсөз, лекин дегинини қилидиған, хорлуқ вә адаләтсизликкә чидап туралмайдиған қәйсәр қиз болуп йет ишкен. У әйни вақиттики өктәмләр аҗизларни бөзәк қилидиған, нарәсидә қизларни мәҗбури әргә беридиған, айалларни хорлайдиған әһвалларни орган в ишларға һеч иккил әнмә й қарши туратти. Ризванская почта идарисидә ишләп йургән кунләрдә Үч вилайәт в Башланди. Инқилап башлинип алтинчи кунила Ризвангул бирқанчә достлири билән пидаий болуп җәңгә қатнашти. У пидаий сепигә киргәндин кийин бир тәрәптин қисимниң шәпқәт һәмшириси болуп қанлиқ җәңләргә қатнашса, йәнә бир тәрәптин һәрби қаидә вә қурал ишлитишни қетирқинип угәнди. У даим: «Душмән билән әрк учун җәң қиливатқан вәтәнниң оғланлири болса, биз вәтән қизлири. Қизларму қолиға қурал елип алдинқи сәпкә бериши керәк» десә, һәмиширә қизларға: «Фашизимға қарши курәш қәһримани рус қизи Зойадәк болайли» дәтти . Ризвангул җәң мәйданлиридики җапа мушәққәтни йеңип, өлумгә писәнт қилмай, молдурдәк йеғиватқан душмән оқлири арисида қәһриманларчә йүгүрүп йүрүп йаридар җәңчиләргә шәпқәт йәткузди. У җәңлэрдики аҗайип җасарити вә йаридар җәңчиләргә болған көйумчанлиқи билән командир — җәңчиләрниң қәлбидики әң шәпқәтлик, меһрибан һәмширигә айлан хан Эди. Ризвангул 1945 — йили 13 — йанварда Һәрәмбағ әтрапидики шиддәтлик җәңдә вижилдап учуватхан оқлар арисида йариланған үч җәңчиниң йарисини арқа — арқидин теңип бихәтәр җайға апириветип, арқиға қарап хәвплик җайдики тёртинчи җәңчиниң йениға кетиватқанда душмән атқан әҗәллик оқ бешиға тегип қәһриманларчә қ урбан болди. У қурбан болғанда әмдила 19 яшқа кыргән еди, шуңа униң өлими кишини бәкму ечиндуриду. Униң нами Вәтән, милләт үчүн қан төккән миңлиған от йүрәк оғул -қизлиримиз қатарида тарих бетигә мәңгулук йезилди. Милли қһриман Ризвангул батуранә иш излири билән әйни дәвр җәң мәйданидики һәр миләт оғул қиз җәңчиләрниң үгиниш үлгиси болупла қалмай, һазирқи дәвримиз йа шли риниңму үгиниш үлгисидур.Әйни вақитта униң үчүн җәңгә кирмәй шу чағдики йуқури билими билән арқа сәптә турупу бу инқлапта өз ролики җари қилдуруш имканийити бар еди, лекин униңдики милли ғорур, В әтән ана зимин үчүн йаш төкәләйдиған, хорлуқ вә адаләтсизликкә чидимайдиған батуранә роһи буниңға йол қоймиди. У бир батур, қәһриман, мәрданә уйғур қизи. У бурун, һазир шундақла кәлгусидики һәр милләт оғул қизлиримиз үчүн мәңгүлүк үгиниш үлгиси вә байрақ болғуси.

 

РИЗВАНГҮЛ

Хәвәр кәлди гоя бир,
Солди дегән қизил гүл.
Вәтән үчүн җан пида —
Әмәсмеди Ризвангүл?

Әл даңқини яд қилип,
Дүшмәнләрни етип күл.
Бәл бағлиған җәңләрдә,
Уйғур қизи Ризвангүл.

Унтулсунму… һеч қачан,
Унтулмайду Ризвангүл!
У бир тозумай ечилип,
Турған әсла қизилгүл.

Қадир Һасанов