Hun-türkiylerning madyarlar élidiki qurultiyi-USY
Һун-түркийләрниң мадьярлар елидики қурултийи
Қурултай ечилишидин көрүнүш.
Тикилгән 150 кигиз өй әтрапида сәп түзгән сәрвазлар. Дүпүрлигән атларниң кишниши билән оқ-яниң үшқатқан авази… Савут кийгән, қилич тутқан яш жигит-қизлар чаққанлиқ билән атлириға сәкрәп минип, мүрисидики яни елип, нишанни көзләтти. Айрим кигиз өйләрдә әмәлий сәнъәтниң түрлүк-түмән буюмлири, оттура әсирдики һәрбий кийимләр, қурал-ярақлар… Йәрмәңкә өтүватқан мәйданда төмүрчиниң қизғин меһнити түпәйли адәттики руда һәрбий қуралға айланмақта. Униң әтрапида топлишип турғанлар қара тәргә чөмүлгән һалда төмүрни еритип, я оқиниң учини ясаватқан устиниң һәрикитини диққәт билән тамашә қилмақта. Дағдуғилиқ түрдә сәп түзәп, 21 туғ көтәргән 21 атлиқ сәрваз мәйданға чиқип кәлди. Бу йәргә тәсадипи келип қалған киши, гоя тарихий фильм чүшириливатқан муһитқа кирип қалғандәк, һис-туйғуда болуши еһтимал.
Бу көрүнүш — Венгрияниң Бугац йезисиниң йенидики Кишкуншаг миллий паркида өтүватқан дуниядики һун-түркий хәлиқлириниң қурултийиниң бир көрүнүши. Үч күнгә созулған бу этноспорт-музыкилиқ мәйрәмни наһайити жуқури дәриҗидә уюштурулған этнофестиваль дейишкиму болар еди. Амма мадьярлар қедимий һун-түрк қәбилилириниң әнъәниси бойичә, қурултай чақиришни қайта җанландурупту. 2010-жили мадьярлар елида чақирилған қурултайға 11 түркий тиллиқ хәлиқ өз вәкиллирини әвәткән екән. Бу қетим қурултайға Қазақстан, Әзәрбәйжан, Қирғизстан, Өзбәкстан, Түркмәнстан, Түркия, Шималий Кипр қатарлиқ йәттә түркий дөләттин вә Башқуртстан, Қарачай, Қарақалпақстан, Татарстан, Тува, Чувашия, Саха охшаш автоном җумһурийәтләрдин делегацияләр қатнашти. Уларниң арисида уйғур, авар, болғар, бурят, моңғул хәлиқлириниң вәкиллириму болди.
«Ұлы дала» фондиниң президенти Айбек Нақиповниң рәһбәрлигидики сан җәһәттин әң көп болған Қазақстан делегациясиниң тәркивидә тарих вә этнология институтиниң мудири Хангельды Әбжанов, елимизниң баш экологи Мэлс Елеусизов, алимә Ләйла Жансүгүрова қатарлиқ исми җамаәтчиликкә яхши тонуш шәхсләр билән биллә язғучилар, юристлар, рәссамлар, музыкантлар, тиҗарәтчиләр, зәргарлар, журналистлар болди.
Әнди қурултайға қатнашқан хәлқимизниң вәкиллири тоғрилиқ гәп қилсақ, униңға қазақстанлиқ рәссам Әхмәтҗан Әһәт, шәхсий нотариал идарисиниң башлиғи Шәмшиқәмәр Абдрахманова, мәзкүр қурларниң муәллипи, Бүйүк Британиядин кәлгән нахшичи Рәһимәм Махмут, голландиялик музыкант Камил Аббас, швециялик Мухтәр Абдукерим, шундақла Германиядә истиқамәт қиливатқан бир топ уссулчи қизлар һәм Түркиядики алий билим дәргаһлирида тәһсил көрүватқан уйғур яшлири иштрак қилди.
Шундақ қилип, түркийләр вә һун дуниясиниң 200дин ошуқ вәкилини қобул қилған мадьярлар меһмандостлуқниң һәқиқий үлгисини көрсәтти. Музыкилиқ көрситишләрни, театрлаштурулған шоу-программиларни, археологиялик-антропологиялик көргәзмиләрни, қолһүнәрвәнчилик буюмлириниң йәрмәңкисини өз ичигә алған қурултай программиси даирисидә меһманларниң вақтини үнүмлүк һәм көңүллүк өткүзүш мәхситидә уларниң Будапешт шәһирини зиярәт қилишиға, Балатон көлиниң бойида дәм елишиға шараит яритиш мәсилилириму қараштурулған екән. Мәзмунлуқ вә дағдуғилиқ өткән қурултайниң мәдәний программисини үч күн мабайнида 150 миң адәм тамашә қилди.
Миң жил издигән қериндишим яки «Вәтәнгә еришиш»
Өткән әсирниң 90-жиллириниң бешида шу вақиттики әң аммибап нәширгә айланған «Караван» гезитида «Улар күн чиқиштин кәлди» («Они прискакали с восхода солнца») сәрләвһилик мақалә йоруқ көргән еди. Коммунистик түзүмдики әхбарат тапчиллиғидин кейин, бу мақалида венгрларниң келип чиқишиниң Мәркизий Азия билән зич бағлинишлиқ екәнлиги тоғрилиқ, айрим венгр алимлириниң пикирлирини оқуп, бөләкчә тәврәнгән едим. Европиниң жүригидики милләт өзиниң йилтизини түркийләр истиқамәт қиливатқан диярдин, Мәркизий Азиядин издәватқанлиғи авам хәлиқ үчүн чоң йеңилиқ болсиму, биз әзәлдинла көңлимиздә бир йеқинчилиқниң барлиғини сезәттуқ. Кеңәш Армиясиниң сепидә Венгриядә һәрбий борчини өтәп кәлгән уйғур жигитлири биз қоллинидиған айрим сөзләрниң венгрлар луғитидиму учришидиғанлиғини, урпи-адәтлиридики бәзибир охшашлиқлиғини ейтип жүридиған.
Европини коммунизм шәписи кезип жүргән йерим әсиргә йеқин вақитта венгрларниң тегини фин-угорларға бағлаш нәзәрийәси бесим болған. Амма археологиялик, этнографиялик, антропологиялик тәтқиқатларниң нәтиҗиси бу нәзәрийәниң сүнъий рәвиштә теңилғанлиғини көрсәтти. Бүгүнки күндә көплигән алимлар, шуларниң ичидә археологлар, антропологлар, этнографлар венгрларниң мәдәнийити һун-түркий хәлиқлириниң мәдәнийити билән наһайити йеқин екәнлигини тәкитләшмәктә.
Венгрлар тарихидики әң муһим вақиә ІХ әсирниң ахирида йүз бәргән. Һунларниң атиси Атилланиң әвлади Арпад ханниң рәһбәрлигидики қәбилә Европиниң жүригигә орунлишип, бүгүнки Һунгарияниң асасини салиду. Һунгария (hungarіa) — дөләтниң рәсмий нами, Венгрия – славянчә атилиши. Венгрлар өзлирини мадьярлар, вәтинини Мадьярстан дәп атиғанни тоғра көриду. Мәсилән, қурултай уюштурғучиси Андраш Биро ана вәтининиң «Венгрия» дәп атилишини тамамән халимайду. Географиялик орни түпәйли Европидики славянлар тәрипидин мәлум дәриҗидә ассимиляциягә учриған болсиму өзлирини һун әвлади дәп һесаплайдиған мадьярлар буни өз әслигә қайтиш дәп чүшиниду.
Шундақ қилип, 896-жили дөләтчилиги вуҗутқа кәлгән мадьярлар елини узақ жиллар мабайнида Арпад хан сулалиси башқуриду. Арпад хан башқурған дәвирдә барлиқ мадьяр қәбилилирини бирләштүргән «Қандашлиқ Келишими»түзүлиду, бу дөләтниң асасини селиштики дәсләпки қәдәмләр болуп һесаплиниду. Бу җәриян мадьярлар арисида «Вәтәнгә еришиш» дегән бүйүк намға егә. Диққәткә сазавәр нәрсә шуки, Европида һунлар әвладиниң «Вәтәнгә еришиш» җәрияни һунларниң йәнә бир әвлади уйғурлар қурған Орхон-Енисей дөлити ғулап, Оттура Азиядә сәясий өзгиришләргә толуп-ташқан дәвирләргә тоғра келиду.
Мошу сәпиримдә сувенирлардила әмәс, һәтта аһалилиқ пунктларниң нами түрк-руна йезиғида ( у Орхон-Енисей йезиғи дәпму атилиду) йезилғанлиғини көрүп, миң жил илгири сәлтәнәт қурған шан-шөһритим қайта тикләнгәндәк һис-туйғуға чөмдүм.
Бүйүк даланиң рәсим-йосуни бойичә, қудрәтлик Һун империясиниң тәркивидики қәбилиләрниң өз алдиға туғи болған.Әйнә шу дала қануниға риайә қилған қурултай уюштурғучилири уйғурларниң туғиниму йәлпүлдәтти.
Қурултай меһманлирини Венгрияниң Парламент бенасида рәсмий қобул қилғанда, қанун чиқириш оргининиң минбиридин барлиқ түркий дөләтләр қатарида, бизниң тарихий вәтинимизниңму нами аталди.
Он бир әсир илгири Орхон дәриясиниң бойида биллә ат чаптуруп жүргән қериндашлиримиз, тарихниң җудун-чапқунида из-тизсиз жүтүп кәтмәй, әксичә күч-қувәткә толуп, бизни қучақ йейип қарши алғини үчүн бешимиз көккә йәтти.
Бүйүк далани улуқлиған мадьяр
Венгрларниң өзлирини мадьяр дәп атайдиғанлиғи тоғрилиқ жуқурида ейтип өттуқ. Әнди Искәндәр Зулқәрнәйнниң Туран йеригә болған жүрүшини тохтатқан Оғузханни грекларниң Мадьяр хан дәп атиғанлиғи тоғрилиқ мәлуматлар уйғур тарихиға аит айрим материалларда учришиду.
Қазақ хәлқиниң арисидиму мадьяр дегән ру бар. Қазақстанлиқ мадьярлар билән венгриялик мадьярларниң арисида этноним охшашлиғила әмәс, уларниң генетикилиқ җәһәттинму умумлуққа егә екәнлигини Венгрия тәбиәт мирасгаһиниң антропология бөлүмидә тәтқиқат ишлири билән шуғуллинидиған Андраш Биро Жолта рәһбәрлигидики илмий экспедицияниң 2006-жили Қазақстанда елип барған тәтқиқат нәтиҗилири билән ДНК анализи дәлиллиди. Бу илмий тәтқиқат һәққидики материал дуниядики әң аммибап нәширләрниң бири «Amerіcan Journal of Physіcal Anthropology» журналида йоруқ көрүп, иллиқ инкасларға егә болди. Шуниң тәсири түпәйли 2007-жили Қазақстанда мадьярларниң қурултийи өтти. Бу тәнтәнигә Андраш Биро рәһбәрлигидики венгриялик делегация иштрак қилди. 2008-жили болса Венгрияда өткән қурултайға қазақстанлиқ мадьярлар қатнашти. Шу чағда қурултай кеңиши 2010-жили чақирилидиған қурултайға барлиқ Һун-түрк дуниясидин вәкилләрни чақириш тоғрилиқ қарар қобул қилған еди. Алий нийәтни рояпқа чиқириш үчүн Қазақстанда Айбек Нақипов рәһбәрлигидә «Ұлы дала», Венгриядә Андраш Биро башчилиғида «Туран-Һунгария» җәмийәтлик фондлири вуҗутқа келип, нәтиҗидә 2010-жилқи Һун-түркийләр дуниясиниң баш қошуши әҗайип дағ-дуғилиқ өтти.
Бийил август ейида болуп өткән бу қурултайниңму уюштурғучиси «Туран-Һунгария» фондиниң президенти Андраш Биро болди. Қурултай қатнашқучилириниң Парламент бенасида қобул қилиниши униң алийҗанап паалийитини Венгрия һөкүмитиниңму қоллап-қувәтләйдиғанлиғини көрсәтти. 1896-жили қәд көтәргән имарәт Будапешттила әмәс, пүткүл Европидики әң чирайлиқ қурулуш иншаити болуп һесаплиниду. Венгрия Парламентиниң вице-спикери Шандор Лежак, Венгрия ташқи ишлар министриниң орунбасари Кесени Ерно вә «Туран-Һунгария» фондиниң президенти Андраш Биро Парламент минбиридә түрк-һун әвлатлириға иллиқ ләвзини изһар қилишти. Вақит, күч-қувәт вә тинимсиз меһнәт һәм мәбләғни тәләп қилидиған, хәлиқара миқиястики мундақ муюмларни өткүзүш һәр кимниң қолидин келивәрмәйдиғқанлиғи ениқ. Андраш Биро вә униң командиси алдиға қойған вәзипиниң һөддисидин шәрәп билән чиқалиди. Тарим ойманлиғидин тартип Карпат бассейниғичә маканлиған хәлиқләрни ортақ тарих, қериндашлиқ җипсилаштуридиғанлиғини йәнә бир қетим ядимизға салди.
… Мәңгүлүк қериндаш
Ян-йеқиға шахариған, көккә қарап уч тартқан сүнъий дәрәққә йилтизи бир әвлатниң хаһиш-тиләклири йезилған рәхт парчилири бағланди. Миллитимизниң арзу-үмүти ипадиләнгән Мәктүпни бу сүнъий «өмүр дәриғигә» бағлаш маңа несип болупту. Чүнки қурултайға қатнашқан қериндашлиримизниң тәкливи билән миллитимгә вакаләтлик қилидиған делегацияниң рәиси хизмитини атқуруш вәзиписи маңа тапшурулған еди.
Ахирқи күни чоң гүлхан йеқилип, шаманниң әнъәнивий һәрикитидин кейин Тәңригә етиқат қилдуқ. Бүгүнки күндә сани 150 миллиондин ешип кәткән түркий хәлиқләрниң әҗдади өз дәвридә Көк Тәңригә сиғинған. Буниңдин «әқиллик милләт» һесаплинидиған японларму истисна әмәс. Бәзи тарихчиларниң тәкитлишичә, Тәңридин үз өрүгәнликтин, айрим уруқ-қәбилиләр тарихтики өз қудритини йоқатқанмиш… Чүнки динниң алмишиши билән хәлиқниң турмуш-тәризиму, милләт роһанийитиму зор өзгиришләрни баштин кәчүридекән.
Меһманлар һөрмитигә берилгән зияпәттә Әзәрбәйҗан Миллий академияси Мемарчилиқ вә сәнъәт институтиниң чоң илмий хадими Алигусейнли Сабир Пашаоглы Тагиев: «Мән кәлгүси қурултайни әң қедимий тарихқа егә уйғур хәлқиниң тарихий Вәтинидә өткүзүшни тәклип қилған болар едим», дегән пикирни алға сүрди.
«Қериндашниң оти бөләк», дәп бекар ейтмиғандә. Бу йәрдә қериндашлиқ риштиниң тәптини техиму ениқ һис қилдим.
Залда гүлдүрлигән алқишлар садаси яңрап кәтти. Мошуниң өзи қедимий уйғур хәлқиниң қәдир-қиммитиниң нәқәдәр үстүн екәнлигиниң ипадиси болса керәк.
Қисқиси, һун-түркийләрниң мадьяр елидики қурултийи наһайити иллиқ вә сәмимий пикир алмаштурушлар шараитида тәсирлик өтти.
3
Ваққас МӘМӘДИНОВ.
Алмута — Будапешт — Алмута.
Сүрәтләрдә: 1. Қурултай ечилишидин көрүнүш. 2. Қурултайға қатнашқан уйғурларниң бир топи. 3. «Туран — Һунгария» фондиниң президенти Андраш Биро билән.