Diyanet sahibi-USY
Диянәт саһиби
© https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/49438
(Тонулған тиҗарәтчи, меценат Дилмурат Кузиев — 70 яшта)
Әслидә бирәр шәхс һәққидә әтраплиқ мақалә йезиш наһайити қийин. Чүнки адәмни идеаллаштуруш яки махташ-мәдһийини сәл ашуруветидиған әһвал йүз беридиған болса, оқурмәнниму безар қилип қоюш еһтимали бар. Бу дунияда мукәммәл адәм болмайду. Һәммимиз Яратқучи алдидики бәндиләр болғанлиқтин, һаятта өткүзгән хаталиғимизниңму, камчилиғимизниңму, бир-биримизгә охшимайдиған пәриқ вә артуқчилиқлиримизниңму болуши тәбиий. Шуниң үчүн бир инсанға биртәрәплимә баһа беришкә һәргиз болмайду.
Бүгүнки сөз қозғимақчи болуватқан шәхс махташқа лайиқ болсиму, һәргиз мәдһийигә муһтаҗ әмәс. Униң һәққидә көплигән әтраплиқ мақалилар йезилди, һаят йолини, әмгәк паалийитини өз даирисигә алидиған көләмлик китапму нәшир қилинди. Мениңчә, униңға мунасивәтлик көңүл сөзлири йетәрлик дәриҗидә ейтилған болсиму, бу мақаләм арқилиқ хәлқимизниң бир қайтиланмас мунәввәр пәрзәнди һәққидә пикирлиримни ейтип өтүшни нийәт қилдим.
Сәксәнниң пәллисигә йеқинлишип қалған һаятимда мәлум турмуш тәҗрибисигә егә инсан ретидә һәм йолумниң көп қисмини ишләпчиқириш (йеник санаәт) саһасиға беғишлап, кейинирәк җәмийәтлик ишларға паал арилашқан шәхс болуш сүпитим билән тонулған тиҗарәтчи, меценат Дилмурат Пирмуһәммәт һаҗим оғли Кузиевниң бойида мән үч бүйүк хисләтни көрдүм.
Биринчиси – униң Яратқучиға болған етиқати, иккинчиси – ата-анисиға болған чәксиз сөйгү-муһәббити, үчинчиси – хәлқигә болған садақити. Әлвәттә, буларни Аллаға иман кәлтүргән вә ислам динидики пәризләрни ада қилишқа интилған мөмүн-мусулманниң вуҗудида болушқа тегиш хисләтләр дәп билсәкму, уни әмәлияти билән дәлиллигәнләрниң бири – Дилмурат Кузиев. Пәйғәмбиримиз бу тоғрилиқ мундақ дегән: «Алла таала силәрниң тәққи-турқуңларға, түр-шәклиңларға қаримайду, силәрниң дилиңларға, амаллириңларға (әмәлий ишиңларға) қарайду». Алмута шәһириниң Султанқорған мәһәллисидики, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Йеңишәр йезисидики мечитларниң қәд көтиришидә, җай-җайлардики онлиған мечит беналириниң толуқ җөндәш ишлирини жүргүзүштә Дилмуратниң сиңдүргән әҗрини хәлқимиз яхши билиду.
Мечит – Алланиң өйи. Адәм балисиниң мәнивий җәһәттин тәрәққий етиши билән бәндиниң бойиға адәмгәрчилик хисләтләрни сиңдүрүштә мечитниң орни һәрқачан алаһидә. Қазақстан мустәқилликкә еришкәндин кейин мечитлар қулчилиқниңла ордиси болуп қалмай, җәмийәтлик разимәнликниң, бирлик билән хәйрихаһлиқниң очиғиға айланди. Шуниң билән биллә урпи-адәтлиримизниң, диний йеңилиқлиримизниң, инсанийлиқниң қутлуқ дәргаһиға айланди.
Қәғәздә йезилиши һәм еғизда ейтилиши оңай болғини билән, әмәлиятта қурулуш ишлирини сапалиқ жүргүзүшниң қанчилик күч-қувәт вә ирадини тәләп қилидиғанлиғини мән яхши чүшинимән. Пикримни испатлаш үчүн өзәм гува болған бир вақиәни ейтип кетәй.
Челәк йезисидики мечит имаритини җамаәтчиликниң заманивий ибадәт ордисиға айландуруш ишлирини Дилмурат өз зиммисигә алған екән. Әтрапини гүлләндүрүш ишлириға өз үлүшүмни қошуш нийитидә ширкитимдики бәш-алтә ишчи билән арча, туя вә гүл көчәтлири бесилған жүк машинисида мечит һойлисиға кирип кәлсәк, Дилмурат қолиға кәтмән тутуп, қизғин ишқа киришип кетипту. Саатимға қарисам, техи әтигәнлик сәккиз болмапту. Алдимизға дәсләп учрашқан жигиттин «Дилмурат қачан кәлди?» дәп сорисам, «Ака, Дилмурат акам бамдат намизини оқуп болупла, таң сәһәрдә кәлгән, техила баш көтәрмәй ишләватиду. Чоң бир заводниң башлиғи болғандин кейин биз уни буйруқ қилипла жүридиған адәммикин дәп ойливедуқ. Һәрқандақ җисманий меһнәттин қачмайдиған, өзиму тиним тапмайдиған, башқилардинму сапалиқ әмгәкни тәләп қилип, тиним тапқузмайдиған киши екән» дегән җавапни аңлидим. Һәқиқәтәнму шу күни күн патқичә, Дилмуратниң қолидин гүҗәк, кәтмән чүшмиди. Униң меһнәткәшлигигә қайил болдум.
Пәйғәмбәримизниң һәдислириниң биридә «Ким йәр бетидә Алланиң өйини селишқа күч чиқарса, Алла таала униңға җәннәттин орун тәйярлайду» дәп ейтилса, хасийәтлик Қуръан Кәримдә «Алланиң мечитлирини Аллаға вә ахирәт күнигә чин ишәнгән, намазни толуқ орунлиған, закат бәргән, Алладинла қорққан кишиләр көркәйтиду» дейилгән. Әлвәттә, мән тәкитлимәкчи болған соваплиқ паалийәтләр бәндиниң махташ-мәдһийиси үчүн әмәс, Алланиң разилиғиға еришиш йолида ашурулғанлиғи һәммимизгә аян.
Дилмуратниң сахавәтлик ишлири һәққидә гепимни давам қилай. Пүтүн каинатта сансиз моҗудатларни яратқан қудрәтлик Алланиң әмир-мәрүплирини тәрғип қилидиған һәм адил вә тоғра йолни көрситип беридиған муқәддәс китап — «Қуръан Кәрим» китавиниң диний өлима Муһәммәт Салиһ тәрҗимисидики нусхисини кирилл йезиғида нәшир қилди. Диний өлима Муһәммәт Йүсүпниң «Қуръан кәримни» изаһлайдиған «Тәпсир җәвһәрлири» дәп атилидиған 9 томлуқ китавиниму өз мәблиғи һесавиға чиқарди. Муһими, һәр икки китап мусулман бәндиләргә һәқсиз тарқитилди. Мән бу йәрдә Дилмуратниң ярдими билән нәшир қилинған динимизға аит китапларнила мисалға кәлтүрдүм. Мениңчә, жүриги Алла дәп соқидиған, Алла дегәндә өзгә ишни қайрип қойидиған, Алла буйриған намаз, закат охшаш қулчилиқларни алаһидә җавапкәрлик вә тәвриниш билән әмәлгә ашуридиған һәм бу өмүрдә қилған изгү амаллири арқилиқ мәһсулдар мәңгүлүк өмүргә еришишкә болидиғанлиғини чүшәнгән җанла мошундақ соваплиқ ишларни әмәлгә ашуралайду. Қуръанда «Алла тааладин башқа илаһ йоқ екәнлигини пәқәт еғизиңдила ейтип қоймиғин, уни билгин. Әнди билиш үчүн оқуш вә билим керәк» дәп ейтилған әмәсму!
Билимниң наһайити чоң күч екәнлигини яхши чүшәнгән Дилмурат маарип саһасиға алаһидә көңүл бөлүп кәлди. Балилар бағчилири билән мәктәп беналирида өз мәблиғи һесавиға толуқ җөндәш ишлирини жүргүзгән вақитларму болди. Һәтта Чонҗидики бир бенани сетивелип, уни мәктәп үчүн беривәткинини гезит бетидин оқуған едим. Маддий тәминати төвән аилиләрдин чиққан қабилийәтлик оқуғучиларниң алий билим дәргаһлирида тәһсил көрүши үчүн шараит яритип бәрди. Буниңдин он нәччә жил илгири жигирмигә йеқин оқуғучиға аниси Шәрәпәтхан һаҗим намида стипендия бәлгүлигәнлигини, та бүгүнки күнгичә билимгә интилған яшлиримизниң мәзкүр стипендия саһиблири болуватқанлиғидин хәвәрдармән.
Йәнә бир һәдистә «Үч дуа миннәтлик рәвиштә қобул қилиниду, униңда шәк-шүбһә йоқ: зулумға учриғанниң дуаси, йолувчиниң дуаси, ата-аниниң балисиға дуаси» дегән нәқил бар. Мениң нәзәримдә Дилмурат атиси Пирмуһәммәт һаҗимниң, аниси Шәрәпәтхан һаҗимниң дуасини алған оғлан. Һәрқандақ пәрзәнт үчүн ата-ана һаят вақтида хизмитидә болуп, көңлини хуш қилип, үмүтини ақлаштәк бәхит-саадәт болмиса керәк. Атиси Пирмуһәммәт һаҗим «Атисиниңла оғли әмәс, хәлқиниң оғли болған» Дилмураттин рази болуп дуниядин өтти. Дилмурат атисиниң хатирисигә беғишланған һәрхил чарә-тәдбирләрни турақлиқ өткүзүп кәлмәктә. Аниси Шәрәпәтхан һаҗимни өзи өткүзгән һәм қатнашқан хәйрихаһлиқ паалийәтләргә елип баратти, тиләк ейтқузатти, пайдилинишқа берилгән имарәтләрниң рәмзлик лентисини қийдуратти. Һөкүмәт орунлирида лавазимлиқ хизмәтләрни атқурған не-не әмәлдарларму уйғур жигитиниң ата-анисиға болған меһир-муһәббити билән етиқатиға һәвәс қилатти. Мәтбуат бәтлиридә ата-аниси һәққидә көплигән мақалилар йезилди. Шу чағда аримизда «Дилмурат Кузиевниңла ата-аниси барму?» дәп қизғиниш илкидә қарайдиғанларму чиқатти. «Ата-аниға болған һөрмәтниң үлгисини яритиватқан Дилмурат Кузиевтин ата-аниға болған мунасивәтниң қандақ болуши керәклигини үгәнсәк болиду» дәп шундақ һәсәт илкидә қариғанларниң биригә рәддийә бәргиним ядимда. Он балини тәрбийиләп қатарға қошқан ата-анисиға кичигидинла қол-қанат болуп өскән Дилмуратниң өзи һәққидә йезилған китаптики мону бир сөзлири мени тәврәндүрди: «… – Аһ, Яратқан егәм, – дәттим мән қолумни болушичә егиз көтирип, чүнки қолуңни қанчә егиз көтәрсәң, Алла шунчә чапсан аңлайду дәп ишинәттим. – Аһ, Алла мени чапсанирақ чоң қилғинә. Сән һәммигә қадирғу! Мәктәпни әла баһалар билән тамамлап, институтқа чүшсәм, уни түгитип, ишләп, көп ахча тепип, ата-анамға ярдәм қилсам, уларни еғир әһвалдин қутулдурсам дәймән, О Алла! Һазир ойлисам, мән Алладин өзәмгә һечнемә соримиғинимға һәйранмән. Яқ, Алладин өзәм үчүн һечнәрсә соримидим, һәрбир балиниң армини болған велосипедниму, тейилип ойнаш үчүн конькиниму соримидим, пәқәт патирақ чоң болуп, апамға, дадамға ярдәм қилишни арман қилдим, халас! «Балиларниң вә сәксән яшлиқ қериларниң тилигини Алла йәрдә қоймайду», дәп бекар ейтмиған екән. Мән буниңға ишинимән. Аллаға миң қатлиқ шүкри. У мениң арминимни орунлиди. Дадам пенсиягә чиқип, бир күнму ишлимәй, дәм алди. Апамму шу. Ата-анимиз һечнәрсидин қисилмаслиғи үчүн биз, балилири, һәммини қилдуқ. Әлвәттә, һәрқандақ қиммәт соға, көрсәткән һәрқандақ қәһриманлиқ ата-анаңниң саңа болған муһәббитиниң кичиккинә бир парчисиғиму тетимайду. Лекин әгәр Алла таала маңа дуниядики әң қиммәтлик адәмләр – ата-анамға жүригимдә ғәмхорлуқ қилалиған болсам, шуниңға Алла яр болған болса, демәк, мән бу дунияға бекар кәлмәптимән, дәп ойлаймән…».
Өткән әсирниң 90-жиллириниң ахирида Дилмурат Кузиевниң тәшәббуси билән Санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза егилиги хадимлириниң җумһурийәтлик ассоциацияси рәсмий паалийитини башлиди. Ядимда, колхоз-совхозлар тарқап, йеңидин қурулған дехан егиликлири базар ихтисадиниң шәпқәтсиз хирислириға дуч кәлгән еди. Йеза турғунлири йәргә ишләш үчүн йеза егилиги техникиси, йеқилғу һәм мәбләғдин қийналса, алған мәһсулатини өткүзүштиму уларни көплигән мәсилиләр беарам қилатти. Мана шу чағда Дилмурат Кузиев рәһбәрлигидики мәзкүр ассоциация ярдәмгә кәлгән еди. У базар ихтисадиниң қир-сирлириға чөкүп үлгәрмигән әмгәк адәмлиригә тиҗаритини тәрәққий әткүзүш үчүн маддий һәм мәнивий җәһәттин яр-йөләк болди.
2000-жилларниң бешида мәзкүр ассоциация тәркивидә Меценатлар клуби тәшкиллинип, «Илһам» мукапити тәсис қилинди. «Илим-пән», «Әдәбият», «Маарип», «Тәсвирий сәнъәт», «Спорт», «Музыка», «Театр», «Течлиқни, хәлиқләр вә динларара разимәнликни мустәһкәмләшкә қошқан чоң һәссиси үчүн» қатарлиқ номинацияләр бойичә биринчи вә иккинчи орун алғанларға «Илһам» мукапити он икки жил мабайнида тапшурулуп кәлди. Бу хелила нурғун мәбләғни һәм тинимсиз әмгәкни тәләп қилидиған лаһийә еди. Һазир шу меһнәтни ой-таразисиға салсам, бу алдиға қойған мәхситигә йәткичә тиним тапмай һәрикәт қилидиған Дилмураттәк ирадилик инсанниңла қолидин келидиған иш екән. «Илһам» мукапити хәлқимизниң маарипини, мәдәнийитини, әдәбиятини, сәнъитини, илим-пән саһасини тәрәққий әткүзүштә әҗайип чоң роль атқурди, иҗадий зиялилилиримизға мәнивий мәдәт бәргән илһам мәнбәси болуп қалди. Мәзкүр мукапатқа он икки жилниң ичидә түрлүк саһаларда мевилик әмгиги билән утуқ қазанған һәрхил милләт вәкиллири тәғдирләнди. Умумән мукапат егилириниң сани йәтмиштин ешип кәтти. Аччиқ болсиму, бир һәқиқәтни тән елишимиз керәк, биздә пул тапқанлар йоқ әмәс. Амма һечқайсимиз «Илһам» мукапитидәк лайиһини рояпқа чиқиралмидуқ.
Хәйрихаһлиқ саһиби Дилмуратниң қилған изгү паалийәтлириниң һәммиси, башта қәйт қилғинимдәк, униң қәлбидики Яратқучиға, ата-анисиға, хәлқигә болған етиқати, меһир-муһәббити һәм садақитиниң ярқин көрүнүшидур. Дилмурат – һаят қайнимида тавланған хәлқимизниң ярқин вәкили. Униң мүҗәзидики кәскинликни, тоғракесәрлигини чүшәнмәй қалидиғанларму болуши еһтимал. Амма жүриги таза, дили пак, тәбиити қувлуқ-шумлуқ, ясалмилиқ, сахтилиқтин хали инсан. Вуҗудида җасурлуқ, қорқумсизлиқ һәм башлиған ишини ахириғичә йәткүзүш хислити билән дуч кәлгән һәрқандақ қийинчилиқни йеңип чиқидиған күрәшчан роһи бар. Айрим шәхсләр өз саһасида ғайәт чоң утуқларға еришкини билән, хәлқигә нәп берәлмәй қалиду. Дилмурат өз кәспиниң маһири болуши билән биллә хәлқигә пайда кәлтүрди.
Қолидин келишичә хәлқиниң хизмитини қилған Дилмурат Пирмуһәммәт һаҗим оғли Қузиев бийил һаятиниң йәтмишинчи пәллисигә қәдәм ташлаш һарписида туриду. Униңға дуниядики барчә изгү тиләкләрни тиләп, мениңдә мундақ пикир пәйда болди. Алаш әрбаплириниң бири: «Оғлум» дәйдиған хәлқиң болмиса, «Хәлқим» дәйдиған оғлуң нәдин болсун?» дегән екән. Пүткүл һаяти «хәлқим» дәп өтүватқан уйғурниң мунәввәр пәрзәндиниң тәвәллуди хәлқимиз арисида аммивий рәвиштә нишанлинип, униңға һөрмәт-еһтирам көрситилсә, нур үстигә нур болар еди. Чүнки униң миллий театримиздин башлап һәммә саһаларға беминнәт көрсәткән ярдими бар екәнлигигә көз жумалмаймиз.
Ваққас МӘМӘДИНОВ