Büyük namayende xatirisi!
Йүсүп Хас Һаҗипқа беғишланди
Алмута шәһири, Достлуқ өйдә жамаәтчилик вә алимлар тәрипидин уюштурулған «Йүсүп Хас Һаҗипниң түрк дунияси мәдәнийитигә қошқан төһписи» нам асасида Хәлиқаралиқ Илмий тәтқиқат конференцияси өткүзилди. Конференциягә нурғунлиған чәт әлләрдин түркшунас алим тәтқиқатчилар қатнашти. Сөзгә чиққанлар бирдәк бүйүк алимнмң түрк вә пүтүн дуния җәмийәт тәрәққиятиға қошқан төһписиниң зор екәнлигини тәкитлиди. Чүнки алимниң әмгиги һөкүмранлар, қоманданлар, әлчиләр, тиҗарәтчи яки башқа кәсип егилири болсун һәтта аилә башқуруш ишлирида йол көрсәткүч әһмийити бар китап, натиқлар шундақла бу китап арқилиқ уйғур хәлқиниң нам шәрипи вә башқиму алимлириниң атиғи чиқип башқа әлләр билән әдәбий мунасивәтлири кеңийишкә башлиған. Мәсилән академик Қозибаев: Йүсүп Хас Һаҗип қатарлиқ алим пәйласофлар уйғур вә бақша милләтләр арисида көрүк болуп кәлгән. Алимдин пәхирлинип униң әсәрлирини кәң рәвиштә тәтқиқ қилип вә үгүнип кәлмәктимиз. Бүйүк алимниң шәрипигә җайҗайлардин кәлгән язғучи вә алимларму өзлириниң чоңқур һөрмәт еһтирамини билдүрди. Алимлар доклад оқуди, мәктәп оқуғучилири « Қутадғу биликтин « үзүндиләр ядлап бәрди. Шу күни йәнә « Қутадғу биликниң «бурунқи әрәп йезиғидин кириллица йезиғида нәшир қилинғанлиғи елан қилинип җамаәтчиликни техиму хурсән қилди. Нәширгә тәйярлиған пешқәдәмлиримиздин Юнус ака вә қизи алимә Мунәввәр болса, топламниң барлиқ хираҗитини санаәттә реваҗ тапқан тиҗарәтчи Долқунтай һаҗим Абдухелил. Буниңдин илгириму өзиниң һамийлиқ ишлири билән әлгә тонулған ата кәспиниң вариси, оқурмәнләргә бу бебаһа әсәрни тәғдим қилди. Бу әсәрни дунияда «Бәхит саадәткә ериштүргүчи илим « дәп тонуйдекән вә амәтлик кишиләр қәдирләйдекән. Бу илмий китап һәммигила мәнсүп болмиған, қизиқиш билән үгәнгәнләр мувапәққият қазанған. Вапатидин кейинла һөкүмдарларниң дәргаһлиридин тепилаттикән. Ойлап көрәйли бизниң бүйүк Бовимиз әқилдаримиз бизни бәхитлик яшисун дәп бәхиткә ериштүридиған нәсиһәтләрни қалдурған екән. Һелиму кәч әмәс қени оқуп үгинәйли. Бу китапта Һөкүмәт башқуруштин тартип кәсип таллаш, әхлақ, жүрүш-туруш, билим елиш, өй вә бала тәрбийәсигичә мәслиһәтләр бар. Һеч қачан кәч әмәс, оқайли, бәхит саадәткә еришәйли.
***
Көнәк ейиниң 12 күни Алмута шәһири Султан-Қорған мәһәллисигә җайлашқан №101- уйғур гимназиясидә бүйүк намайәндә Йүсүп Хас Һаҗипниң 1000 жиллиғиға беғишланған паалийәт өткүзүлди. Устаз вә оқуғучилар тәрипидин тәйярланған концерт вә алимниң иҗадийитидин шеирлар ядланди. Һәқиқәттәнму җәмийәт тәрәққияти үчүн бебаһа мисраларни қалдурған, «Бәхит саадәткә ериштүргүчи билимниң» муәллипи Йүсүп Баласағуни һөрмәт вә еһтирамға хас шәхстур. Сөзгә чиққан меһманлардин устаз Турсун Разиев: барлиқ җайларда өткүзилмәктә, йеқинда «Бейбетшілік» әлеми тәрипидин уюштурулған бир группа оқуғучилар қатнишип, униң арисида 30ға йеқин уйғур пәрзәнтлири болған. Сөзгә чиққан меһманлардин Азтекин Ибрагимов: 100гә йеқин оқуғучи Йүсүп Хас Һаҗипқа атап илмий әмгәк язған. Уйғур балилири наһайити талантлиқ, бирақ ата-анилар, һәммә балиларни уйғур тилида оқутса 50000 дин артуқ оқуғучи болуши керәкти һазир аран 17-18 миңғайәтмәйду. Д. Кузиев – уйғур мәктивини пүтәргән балилар әдәп-әхлақлиқ, ана тилдин башқа рус вә чәт әл тилини үгиниду, дөләт тили уларға үгинишкә оңай. Бу күни йәнә әһмийәтлик вақиә – «Бейбетшілік әлемі» җәмийәтлик бирләшмиси тәрипидин мәзкүр гимназияниғ мудири Хуршидәм Ниязоваға «Йүсүп Хас Һаҗип» орден гуванамә билән тапшурулди.
***
Қ а з а қ с т а н н и ң мустәқиллиги мунасивити билән жәмийитимизниң тәрәққияти вә жамаәт ишлиридики қошуватқан һәссиси үчүн ТОО Metall Prom Group шеркетиниң директори Долқунтай Абдухелил Қазақстан Һөкүмити тәрипидин «Қурмет» ордени билән мукапатланди. Шу мунасивәт билән қизғин тәбрикләп йеңи утуқларға еришишигә тиләкдашлиқ билдүримиз.