«Beshkérem yéghiliqi» toghrisida
«Бәшкерәм йеғилиқи» тоғрисида
Муһәммәдимин Қурбан Туғлуқ
Чиң сулалиси һөкүмити 1755-йили Җуңғарларни тинчитип Шималий Шинҗаңни, 1759 -йили әскәр чиқирип чоң-кичик хоҗиларни мәғлуп қилип Җәнубий Шинҗаңни илкигә алди.
Манҗулар өз тәсәррупиға алған бу земинда чиң сулалисиниң бәзи йеңи тәртиплирини орнатқандин башқа, «Уйғурларниң әслидики иҗтимаий түзүмигә асасй җәһәттин тәгмәй, нәсәбий бәгилик түзүмини вәзипигә тәйинләш түзүмигила өзгәртип қойди»[1].
Йәни «Җәнубий Шинҗаң уйғурлар топлишип олтурақлашқан җайлар болғачқа, у җайларда һаким бәгләр сақлинип қалди»[2].
Әмма, чиң сулалиси һөкүмити йеңидин орнатқан тәртипләрни сақлаш үчүн сақчи қисим қалдуруп амбал бәлгиләп маңғаниди. Шундақ болғачқа сәидийә ханданлиқи дәвридила һаким бәг қойулған[3]
Бәшкерәмдиму һаким бәглик түзүми сақлап қелинди һәм чиң сулалисиниң «Манҗу сақчиханиси» қурулди.
Манҗулар сизип бәргән сизиқидин чиқмай өзигә бәйәт қилғанларни һәр қайси җайларға һаким бәг қилип тәйинләп, өзигә хас йеңи тәртип орнатқан болсиму, лекин өзлири тәйинлигән һаким бәгләргә таза ишәнмәйти. Шуңа, чиң сулалисиниң чигрини тинчитқучи санғуни җавхуй чйәнлуң ханға йазған қатлақ мәктублириниң биридә Тәңритағниң җәнубидики һәр қайси җайларниң әнәниви башқуруш системиси–бәглик түзүмини бирмубир тонуштурғандин кейин «…Әлһал чәнтулар йурти асасий җәһәттин тинчитилди. Бирақ, чәнту бәглириниң сәлтәнитимизгә болған садақәтмәнлики зади қанчилик?! Буниңға бир нәрсә дейишкә аҗизлиқ қилимән. Шуңа, чәнтуларға өз арисидин қойулған бәгләрниң манҗу сәлтәнитигә болған садақитини синап беқиш үчүн һәр қайси җайлардики бәгләрни гезәкләштүрүп, сәлтәнитимзниң астанисигә хан тәзимигә беришқа пәрман берилсә, тунҗи қетим хан тәзимигә баридиған бәгләрни хоҗәси Төрә (Учтурпан беги), Гадаймәт төрә (әсли Ақсу байлиқ болуп, Қәшқәргә һаким бәг қилип қойулған – а), қошуқ бәг(?) ләр башлап барса, қалғанлири һәр йили үч гезәк болуп барса…»[4] дәп илтимас қилди. Буниңға қарита чиң сулалиси һөкүмити «Мүлки Қәшқәрийдики йеңидин әмин тапқузулған уйғур пуқралирини манҗу сәлтәнитиниң меһир-шәпқитидин тәсирләндүрүш үчүн алтинчи дәриҗиликтин йуқири уйғур бәглирини өз астаниси Бейҗиңға хан тәзимигә чиллатқузуп пәрман чүшүрди. Һәмдә хан тәзимигә келидиған иккинчи гезәктики бәгләр чийәнлуңниң 25-йили (милади 1760-йили) қәмәрийә 8-айниң оттурлирида йолға чиқип, 10- айниң 20-күнидин илгири кулийдики вувейға йетип келиши, 12-айниң 20-күни манҗу сәлтәнитиниң астаниси Бейҗиңға келип шинхуамен қовуқида сақлап турши лазим, дәп сүрүк бәлгиләп бәрди. Иккинчи гезәктә манҗу астаниси Бейҗиңға хан тәзимигә баридиған уйғур бәглири арисида Қәшқәр Бәшкерәмниң шаң беги Мәһрәмбәгму бар иди. У Пәйзаватниң һаким беги Нийаз бәг билән қойуқ бериш — келиш қилип туратти. «Бүйүк чиң сулалиси Гавзоң хан дәвридә йезилған орда хатирлири»дики мәлуматлардин қариғанда, Бәшкерәмниң шаң беги Мәһрәм бәг Пәйзаватниң һаким беги Нийаз бәгдин манҗу астаниси Бейҗиңға тунҗи гезәктә хан тәзимигә барған Қошуқ бәгниң қайтип кәлмигәнликини аңлап, астанигә хан тәзимигә бериштин йалтийвалған [5] вә өзиниң бу қетимқи сәпириниң барса кәлмәс сәпәр болуп қелишидин әнсирәп, дәккә-дүккә ичидә қалған. Шуниң билән у йирақ-йеқиндики хан тәзимигә баридиған бәгләргиму бу «Барса кәлмәс сәпәр» тоғрилиқ өзи билгәнчә «гәп» тақатқан. Мана бу вәқә чиң сулалиси дәвригә аит хатириләрдә «Мәһрәмбәг питниси» дәп йезилған[6] иди.
Гәрчә чиң сулалиси Шинҗаңни, җүмлидин җәнубий Шинҗаңни узун мәзгилгичә өз қолида тутуп туруш үчүн бу райондики әнәниви бәглик түзүмини өзгәртмигән, садақәтмән һакимларни вәзипигә қойған болсиму, йәнә һаким бәгләрни башқуридиған манҗу әмәлдарлирини вәзипигә қойди һәм көп миқдарда черик турғузди. Әмма чиң һөкүмити өзлири вәзипигә тәйинлигән йәрлик бәгләр билән манҗу әмәлдарлириниң һәм турғузулған черикләрниң хираҗитини орда хәзинисидин чиқим қилмастин, «Бу әмәлдарларниң, манҗу вә көк туғлуқ қошунлардики сәркәрдә сәрвазларниң мааш хираҗити йәрликтин елинған закат, баҗлардин чиқим қилинсун, мубада пуқралар арисида манҗу сәлтәнитигә баҗ-парақ төләштин баш тартип ғәлйан көтүргүчиләр көрүлсә, уларниң йәр-земинлири тәхирсиз мусадирә қилинип, уларниң өзлири авалқидин үч һәссә көпәйтип өстүрмә баҗ тапшурушқа буйрулсун!»[7] дәп йарлиқ чүшүрди. Мустәбит амбаллар билән йәрлик бәгләр «хәлқниң бешида төмүр тавақта от қалап, йиликидә су ичиш» мәқситини ишқа ашуруш үчүн, «хан йарлиқи»ни җан җәһли билән иҗра қилишқа киришти. «Буниң билән синпий вә миллий зиддийәт барғансери өткүрләшти. Униң үстигә чиң сулалиси һөкүмити Җуңғарларни ағдуруш, хоҗиларни тинчитиш йолида елип барған урушларниң һәммә чиқимлирини хәлқтин шуливалди. Чиң сулалисиниң һәрбий – мәмурий әмәлдарлири түрлүк қәбиһ вастиләр билән интайин паразитларчә турмуш кәчүрди. Улар өзлиригә чирайлиқ көрүнгәнлики хотун – қизларни булап кәтти. Қилмиған әскилики қалмиди. Йәрлик бәгләр болса манҗу ақсөңәклириниң йардимигә тайинип шәхсийәтчилик вә чирикликтә учиға чиқти. Мана мушу хил синипий вә миллий зулум Шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң қаттиқ ғәзипини қозғиди, хәлқ езилишкә вә хорлинишқа чидимиғанлиқтин, өзлириниң әркинлики үчүн манҗу ақсөңәклириниң истибдат һөкүмранлиқиға қарши һәр қайси җайларда қораллиқ қозғилаң көтүрүшкә башлиди»[8]. Милади 1760 – йилидики Мәһрәмбәг башчилиқидики «Бәшкерәм қозғилиңи» буниң типик нәмунисидур.
Әслидә Бәшкерәм бәгликиниң шаң беги Мәһрәм бәг «хан тәзими»гә беришқа қошулмиғанлиқи сәвәблик өзигә бирәр хәвп йетишидин әнсирәп «манҗулар қол селиштин илигири қол селиш арқилиқ өзини қутулдуруш» мәқситидә Пәйзават һакими Нийаз бәг вә атуш ағуник беги Найнақ хоҗа билән мәслиһәтлишип, бирликтә қозғилаң көтүршкә тәййарланған иди. 1760 йили 6-айниң ахири 7- айниң башлирида Нийаз бәг билән Найнақ хоҗа бир бөлүк йигитлирини елип Бәшкерәмгә келип, йушурун паалийәт елип бериватқан күнләрниң биридә манҗу чериклири чиң сулалисиниң ән – қаидисидә бәлгиләнгә «ханлиқ закат»ни өз вақитида төлигән бир Бәшкерәмлик деһқанни йолсизларчә «өстүрмә баҗ» төләшкә буйруйду. Бичарә деһқанниң бу йил алған буғдайлири хамандила «ханлиқ закат» үчүн «беривеитилигән» болғачқа, «өстүрмә баҗ» төләшкә қурби йәтмәйду. Манҗу чериклири униң өзидин башқа қарайдиған адими йоқ, қери аниси билән дадисини вә чөчүридәк төт балисини шипә кәлтүрүп йелиншлириға писәнт қилмастин, «өстүрмә баҗ тапшурмиғанлиқ җинайити» билән қолға елип, йол бойи думбалап, бәглик мәркизи қазериқтики «манҗу сақчиханси»ға елип келиду.
Әксийәтчи манҗуларға болған ғәзәп – нәприти күнсери күчәйгән хәлқ аммиси уларға әгишип сақчихана алдиға келип, чәмбәрчас бағланған бигунаһ қериндишиға ич ағритип һесдашлиқ қилиду. Бәшкерәм манҗу сақчиханисиниң сийасий катипи Ши Жирхун һелиқи деһқанни қаттиқ қийнаватқанниң үстигә Мәһрәм бәг келип қалиду. У бу наһәқчиликкә чидап туралмай манҗу әмәлдари Ши Жирхунға қарши туриду. Мәһрәмбәгниң чиң сулалиси астаниси Бейҗиңға «хан тәзими»гә беришқа қошулмиғанлиқиға көңлидә ғум сақлап йүргән манҗу әмәлдари Ши Жирхун уни қаттиқ тиллайду. Бу һақарәткә чидимиған Мәһрәм бәг ғәзәп-нәприти өрләп сәври қачиси қан йаш билән толған хәлқ аммисини башлап, қозғилаң көтүрүп, һелиқи манҗу әмәлдарини өлтүруп ташлайду. Көзигә қан толуп сәври қачиси йерилған қозғилаңчилар аммиси өзлиригә нәсиһәт қилмақчи болушқан Сайит туңчи билән Қадир дозахни уруп, дәссәп-чәйливәткәндин кейин, сақчиханиға бастуруп керип манҗу әмәлдарлири билән манҗу чериклирини таш боран қилип өлтүриду. Нийазбәг, Найнақ хоҗа вә уларниң йигитлириму қозғилаңчиларға һәмдәм болуп батурлуқ көрситиду.
Манҗуларниң зулуми тупәйлидин Бәшкерәм бәгликиниң һәрқайси кәнитлиридин йиғилған қозғилаңчилар манҗу сақчихансини пачақлап ташлиғандин кейин техиму ғәйрәткә келип Мәһрәм бәг, Нийаз бәг вә Найнақ хоҗиларниң башчилқида башқа җайлардики манҗу сақчиханилириға тегиш қилиш учүн атлиниду. Шундақ қилип 1760-йили қәмәрийә 6-,7-айларда Бәшкерәмдә партилған бу қозғилаң аста-аста башқа җайларғиму кеңийишкә башлайду. «Бүйүк чиң сулалиси Гавзуң хан дәвридә йезилған орда хатирлири»дики мәлуматларға қариғанда, қозғилаңчилар шу маңғанчә берип, Пәйзават көл теримдики чиң сулалисиниң манҗу сақчихансиниму пачақлап ташлайду[9].
«Бәшкерәм қозғилиңи» партилғандин кейин мүлки Қәшқәрийдики чиң сулалиси даирлири қаттиқ алақзадилик ичидә дәрһал Чйәнлуң ханға үч тал хораз пейи қадалған «алтә йүз чақиримлиқ җиддий мәлумат» йоллиди. «Мәлумат» үстигә қадалған хораз пейи мәлуматниң җиддийлик дәриҗисини билдүрәтти. Манҗу импературлуқиниң орда қаидиси бойичә бир тал пәй қадалған мәлумат үчинчи дәриҗилик җидди мәлумат болуп санилатти. Бундақ мәлуматни хан ордиға чиққандин кейин сунсиму болатти. Икки тал пәй қадалған мәлуматни, йәни иккинчи дәриҗилик мәлуматни күндүзлири ханға сунса болатти. Бирақ үч тал пәй қадалған мәлумат биринчи дәриҗилик җиддий мәлумат болғанлиқтин, кечә-күндүз, 24 саәтниң ичидә һәр қандақ вақитта ханға сунмиса болмайтти.
«Алтә йүз чақиримлиқ җиддий мәлумат»ни тапшуруп алған Чйәнлуң қаттиқ чөчүп, дәрһал вәзир-вузралирини йиғип, җиддий кеңәш өткүзгәндин кейин, «Бәшкерәм қозғилиңи»ни бастурушқа йарлиқ әвәтти. Йарлиққа асасән Қәшқәрниң мәслиһәтчи амбили арғун манҗу қошунлирини башлап дәрһал қозғилаң йүз бәргән Бәшкерәм, Көл Терим қатарлиқ җайларға берип, қозғилаңчиларни қораллиқ бастуруш арқилиқ мәһәллә-кәнтлирини қат-қат қоршивалди һәм қозғилаңчилардин 468 кишини өлтүрди. 167 кишини тирик қолға чүшүрди. 1094 киши амалсиз тәслим болди[10].
Мана бу уйғур тарихидики «Бәшкерәм йеғлиқи»ниң қисқичә җәрйанидур.
Изаһлар:
[1] «Уйғурларниң қисқичә тарихи» 358-бәт. Шинҗаң хәлқ нәшрийати 1989-йил нәшри
[2] «Шинҗаңниң қисқичә тарихи» 1-том, 430-бәт. Шинҗаң хәлқ нәшрийати 1982- йил уйғурчә нәшри.
[3] «қориғар райунниң хәритилик тәзкириси» 39-җилд.
[4] «Җуңғарларни тинчитиш чарилири» 82-җилд 30-бәт. «бүйүк чиң сулалиси гавзуң хан дәвридә йезилған орда хатирилири» 601-җилд 28-, 29-бәт. Чйәнлуңниң 24-йили қәмәрийә 11-ай.
[5] «Бүйүк чиң сулалиси гавзуң хан дәвридә йезилған орда хатирилири» 619-җилд 7-, 8-бәт. Чйәнлуңниң 25 -йили 7-ай.
[6] «Җуңғарларни тинчитиш чарилири»(давами) 5-җилд 18-, 19-бәт.
[7] «Бүйүк чиң сулалиси гавзуң хан дәврдә йезилған орда хатирилири» 593-җилд 13- ,14- бәт. Чйәнлуңниң 24-йили 7-ай.
[8] Ибраһим Нийаз: «Тарихтин қисқичә байанлар» 286-бәт. Қәшқәр уйғур нәшрийати 1988-йил нәшри.
[9] «Бүйүк чиң сулалиси гавзуң хан дәвридә йезилған орда хатирилири» 619-җилд 7-, 8-бәт. Чйәнлуңниң 25-йили 7-ай.
[10] «Бүйүк чиң сулалиси гавзһуң хан дәвридә йезилған орда хатирилири» 619-җилд 10-, 11- бәт. Чйәнлуңниң 25-йили 8-ай.
Пайдиланған материйаллар:
[1] «Уйғурларниң қисқичә тарихи» Шинҗаң хәлқ нәшрийати 1989-йил уйғурчә нәшри.
[2] «Шинҗаңниң қисқичә тарихи» 1-том, 430-бәт. Шинҗаң хәлқ нәшрийати 1982-йил уйғурчә нәшри.
Мәнбә: «Шинҗаң иҗтимаий пәнләр мунбири» 2003-йил 5-сан