Понедельник, 30 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

Аббасқари Мәмәдинов

Аббасқари Мәмәдинов ким?

   Аббасқари Мәмәдинов 1917-йили Кучаниң Тоқсу наһийәсидә һаллиқ тиҗарәтчи Һамудунниң аъилисидә дунйаға көз ачқан. Йәттә атисидин тартип азадлиқ йолида күрәшкән әҗдадлириниң йолида маңмақчи болуп, балағәткә әндила йәткән 13 йаш чеғида кичик дадиси Һәмдәмбәг һаҗи тәшкиллигән қошунниң тәркибигә кириду вә Һәмдәмбәг һаҗи Ғоҗинийаз һаҗи билән қошулғанда, бирләшкән қошунлар тәркибидә җәңләргә қатнишиду. Һәмдәмбәг һаҗи – тарихий Вәтинимизниң җәнубида қозғалған деһқанлар қозғилиңиниң рәһбәрлириниң бири. Һәрбий илимда йетилгән җәсур әрбаб. Пүтүн өмри җәң ичидә өткән әл оғли Һәмдәмбәг һаҗи һәрқандақ җәңдә мәғлуп болмаслиқи билән хәлқ ичидә чоңқур һөрмәт вә инавәткә сазавәр болған. Әпсуски, Шең Шисәй Һәмдәмбәг һаҗини көплигән вәтәнпәрвәрләр қатарида қолға елип өлтүрүвәткән. Униң қәбриси мушу күнгичә намәлум.Шинҗаң хәлқ нәшрийатидин 2000-йили бесилип чиққан «Шинҗаң йеқинқи заман тарихидики мәшһур шәхсләр» дегән китабта Һәмдәмбәг һаҗи һәққидә қисқичә мәлумат берилгән (203-бәт).

Аббасқари Мәмәдинов Һәмдәмбәг һаҗи вә униң оғли Һамут билән Үрүмчигә кәлгәндә, уларни Шең Шисәй җаллатлири түрмигә қамайду. 1938-Йили Абдукерим Аббасофниң йардими билән түрмидин чиқип, Ғулҗиға келиду. Русчә өгиниш курсида оқуватқан чағда, шу курста оқутқучилиқ қиливатқан Гүлбикә Хаҗип қизи билән тонушуп, 1939-йили 30-сентәбирдә өй-очақлиқ болиду.
Инқилаб партлиғанға қәдәр Абдукерим Аббасофниң тонуштуруши билән йәрлик түзүмгә қарши тәшкилатниң актип әзалиридин болиду. Инқилаб башланғанда Абдукерим Аббасофлар билән талай қайнамларда қайнайду.
Бу вақитларда Гүлбикә Мәмәдинова мәктәптики ишидин қол үзүп, күрәш йолида йолдиши билән бир сәптә болуп, бу дийарниң пәрзәнти болуши сүпити билән өз һәссисини қошиду. Миллий армийә қурулғанда, һәрбий тәминат башқармисида лейтенант унванида паъалийәт елип бариду.
1955-Йили Аббасқари Мәмәдинов һәрбий сәптин бошитилип, аввал Үрүмчи шәһиридики апторемонт завутиниң башлиқи болуп тәйинлиниду. Кейинрәк Ш У А Р йол қатнаш назаритидә башқарма башлиқи, шу назарәт назириниң орунбасари лавазимини атқуриду. Гүлбикә Мәмәдинова Ш У А Р айаллар җәмъийитиниң Үрүмчи шәһәрлик шөбисидә хизмәт атқуриду.
Гойа даласидәк көңли бипайан қазақ йеригә орунлашқан Аббасқари һәрбий сәптә өгәнгән шопурлуқ кәспини давамлаштуруп, аввал селесар, андин та дәм елишқа чиққанға қәдәр таксист болуп ишләйду. 1984-Йили Алмута шәһиридә дунйадин өтти. Һәрқандақ қәһриман әрниң йенидики айални қәһриман дейишкә болиду. Гүлбикә – тәқдир тәқәззаси билән тарихий Вәтинимизгә орунлишип қалған Қазан татарлириниң әвлади Хаҗип Камалдинов билән Пәрхинур Ғабитованиң тунҗи қизи. 2011-Йили Алмута шәһиридә йоруқ дунйа билән видалашти.

Нәсәбнамә вә тупрақниң тартиш күчи
Тәрҗимиһалдики ақ қәғәзни қара қилған сөзләр миллитигә, вәтинигә көйгән шәхс кәчүрмишлирини, өмриниң һәрбир дәқиқисигә тәъәллуқ дәрд-әлимини, һәсритини, үмидини тәсвирләп беришкә бәзидә аҗизлиқму қилиду.
Инқилаб рәһбәрлириниң бири, генерал-майор Мәрғуп Исқақов хатирилириниң биридә: «…Аббасқари Мәмәдинов әйни шундақ өз хәлқиниң әркинликини һәммидин әла көргән, шу йолда җан пидалиқ көрсәткән, виҗдани пак адәмләрниң бири. Нурғунлиған кишиләр Аббасқариниң тәвсийәси билән инқилабий күрәшкә арилашти», дәп әсләйду. Миллий армийә генерали Зунун Тейиповму бүйүк муддиъаларни туғ қилған күрәштә Аббасқари Мәмәдиновниңму өз из-тамғиси бар икәнликини өз әслимилиридә тәкитләп өтиду.
«1945-Йили, Шәрқий Түркистан һөкүмитиниң қарариға асасән, Мирзигүл Насиров, Сопахунлар һөкүмәт вәкили Қасимҗан Қәмбәрий вә А.Аббасоф рәһбәрликидә тәшкилләнгән атлиқ отрйад 6-ийун Ғулҗидин Ақсу вилайитигә қарап йолға чиқиду… М.Насиров баш иштабтин Ақ даван, Қара даван дегән тағдин ешип, Бай дегән наһийәгә қарашлиқ Қизил дегән җайда дүшмән билән урушуш буйруқини алиду. М.Насиров өз отрйади билән 1-ийулда у йәргә йетип берип, визвод командири Мәмәтовқа, Абдримға Қизилдики дүшмәнниң Ақсуға баридиған йолини тосушни тапшурди. Бу визводқа 30 киши қошулиду. Улар 9 саъәт дүшмән билән уруш қилип, дүшмәнни чиқимға учритиду. Сопахун әскәрлири Бай наһийәгә һуҗум қилип, гоминдаңниң 300дин ошуқ әскирини йоқ қилип, 120 милтиқ, 182 ат, үч пилимот, алтә диктар пилимоти, 24 миң оқ, 150 данә гиранат ғәниймәт алиду. Бу урушта визвод командири Аббас Мәмәдиновқа оқ тегип, йаридар болиду» (Зунун Тейипов «Шәрқий Түркистан йеридә», 118-119-бәтләр).
«…Шәрқий Түркистандики үч вилайәт инқилаби шаһитлири һәққидә мәтбуъат сәһипилиридә биръаз мақалиләрни йазған, көпни көргән тарихчи алим Қадир Керәм Аббасқари Мәмәдинов һәққидә пәхирлиниш туйғуси илкидә мундақ дәйду:
– Аббасқариниң кичик дадиси Һәмдәмбәг һаҗи Шәрқий Түркистан Уйғурлири арисида абруйлуқ киши иди. 1931-Йили һөкүмранлар зулмиға қарши Қумулда Ғоҗинийаз башчилиқида қозғилаң көтүрүлгәндә Һәмдәмбәг һаҗи полк командири болидиған. У ихтийарий рәвиштә Ғоҗинийаз башчилиқидики қозғилаңчиларға қошулди вә Үрүмчигә кәлди. Лекин Кеңәш Иттипақи билән тил бириктүргән гоминдаң һөкүмитиниң башлиқи Шең Шисәй Ғоҗинийаз һаҗи, Һәмдәмбәг һаҗи охшаш кишилиримизни һәр хил йоллар билән йоқитиш чарилирини көргән. Һәмдәмбәг һаҗи бәстлик, қәдди-қамити келишкән киши болған. У астидики атниң тизгинини тутмай, болушичә қойуп берип, қаттиқ чаптуруп, икки қолиға қурал тутуп, җәңгә кирәттикән» («Уйғур авази», 27.02.1997-жил).
«…У һәққидә Шәрқий Түркистандики үч вилайәт инқилаби қатнашчилириниң бири Шакир Мамуза мундақ дәп әслигән: «1940 – 1941-йиллири иди. Мениң билидиғиним, шу чағларда Аббасқари Абдукерим Аббасофниң ишәнчлик җәңгивар дости икән. Мән Аббасқари Мәмәдиновниң йол-йоруқи билән Инқилаб ишлириға қатнишишқа башлидим. Инқилаб башланғанда, миллий армийәни қоралландурушта, болупму уни ат билән тәминләштә Аббасқари Мәмәдиновниң хизмити зор болди».
«Турсун Һосманов («Турсун тапанча» дәпму атилиду. 1921-Йили туғулған. Ғулҗидики Һәрәмбағ сепилини партлитишқа қатнашқан, Кеңәш Иттипақиниң әлчиханисида шопур болуп ишлигән, үч вилайәт қатнашчилириниң бири) шу күрәш йиллирини, униң қатнашчилирини пат-пат әсләп мундақ дәйду:
«Нилқида алтә оғри пәйда бопту» дегән хәвәр тарилип, бизни Ғулҗиға әкелип ташлиди. Мән Аббасқари акиниң йардими билән Абдукерим Аббасоф, Әсхәт Исқақов билән тонуштум. Тонушуш җәрйанида Аббасоф мениңдин «Сиз немә мәқсәт билән Ғулҗиға кәлдиңиз?», дәп сориди. Мән «Хәлқимизниң азадлиқи үчүн күрәшкә өз һәссәмни қошқум келиду» дедим. У мениң қәлбимни чүшәнди. Кейин инқилабий ишларда мениңму йардимим керәк болуп қалди. Йадимда, 1944-йили җәңләрниң биридә Аббасқари Һамидиноғли бир хәзинә тепивалди вә униң һәммисини азадлиқ һәрикитини тәминләш фондиға өткүзди. Бурунқи Шәрқий Түркистан Җумһурийитиниң рәъиси, маршал Әлихан төрә «Аббасқари, сән армийә билән Вәтәнгә қанчилик зор төһпә қиливатқиниңни биләмсән?» – дәп униңдин бәк рази болуп кәткән иди шу чағда.
Һә, Аббасқари охшаш акилар арқилиқ Абдукерим Аббасоф қатарлиқ хәлқимизниң даңлиқ пәрзәнтлириниң ишәнчигә муйәссәр болдум. Маңа хизмәт бабида Аббасқари ака билән күндә дегүдәк учришип турушқа тоғра кәлди. Униң виҗданиң паклиқиға мәнла әмәс, униң җәңгивар сәпдашлири Абдукерим Аббасоф, Рәһим Сабирһаҗиевларму қайил иди. Хатирәмдә Аббасқари ака шундақ инсан сүпитидә қалди. Униң исмини чоң һөрмәт-еһтирам билән тилға алимән» («Уйғур авази», 27.02.1999).
Дадисиниң исми «Аббас» вә «Қари» дәп атилидиған қош исим билән атилиши тасадипийлиқ әмәс. 1627-Йили туғулған нәқ Қари исимлик бовисидин башлинидиған нәсәбнамә Ваққас акиниң өйидә есиқлиқ туриду. Йенида мушу нәсәбнамидики инсанларниң қени төкүлгән, айримлириниң җени қийилған муқәддәс земинниң бир парчиси, бир сиқим топа бар. Портреттики дадисиниң нәзәриму мушу тупрақ зәрричилиригә җәмләнгән.
Йәр-земинниң тартиш күчи инсанларни өрә қилиду, уларға салмақ бериду. Тартиш күчи йоқ йәрдә адәм ләйләп қалиду. Шуниңға охшаш ана дийариға, миллитигә болған тартиш күчини йүрикидин өткүзгән адәмла алаһидә салмаққа игә болидикән. Миллитиниң ғәм-тәшвиши билән йашаватқан Ваққас Мәмәдинов ата-ана шәнигә лайиқ хисләтлири билән җамаъәтчиликкә тонулған инсан. Қазақ хәлқиниң өлүмгә қиймас оғлани, «Қара Бура» җәмийәтлик фондиниң асасчиси, мәрһум Қурал Ержанов ейтқандәк: «Ваққас, өз миллитигә қанчилик етиқад қилса, қазақ хәлқигә болған садақитиму шунчилик. Мундақ йүрәккә игә инсанлар башқичә болуши мумкин әмәс» дегән иди. Һә, шундақ ата-ана әқидисигә садиқ қәлб игиси өтмүшниң өчмәс хатирилирини варақлайду.

Азнат ТАЛИПОВ