ABBAS_BURHAN
Аббас Бурһан
Шәрқи Түркистандин йетишип чиққан тунҗи әвлад уйғур тәбиий пән алими, пәнни омумлаштуруш йетәкчиси вә җамаәт әрбаби Аббас Бурһан 1932 — йили 10 — айниң 19 — күни үстүн атушниң иксақ кәнтидә бир мәрипәтпәрвәр аилидә дунйаға кәлгән.
Аббас Бурһан 1939 — йилидин 1947 — йилиғичә қәшқәр шәһиридә башланғуч вә оттура мәктәпләрдә оқуйду. 1947 — йилидин 1948 — йилиғичә ханлиқ мәдрисиниң йенидики қазан мәдрисидә Бәйсақлиқ Абдузаһир дәмоллам дегән кишидә оқуйду. У шу җәрйанда һүнәр өгиниш учун тумақчилиққа шагиртлиққиму кириду. 1950 — йили Қәшқәрдә билим ашуруш курсида оқуп, бу курсни түгәткәндин кийин Атушта йашлар хизмитини ишләйду. Аббас Бурһан изчил тиришчанлиқи билән бир тәрәптин өзиниң һәр тәрәплимә билимини ашуруш учун тиним тапмай өгәнсә йәнә бир тәрәптин Атуш наһийилик башланғуч мәктәптә оқутқучилиқ қилиду. Буниң билән бирликтә йәнә наһийилик йашлар уйушмисидиму ишләйду.
1951 — йили 9 — айда аталмиш Шинҗаң институти (һазирқи аталмиш Шинҗаң университети) ға оқушқа кириду. 1952 — йили хитайниң Бейҗин пидагогика университетиниң һайатлиқ илми (биологийә) факолтетиға оқушқа кирип 1957 — йили 25 йешида әла нәтиҗә билән оқушини тамамлап Үрүмчигә қайтип келиду.
Аббас Бурһан Бейҗин пидагогика университетини пүттүргәндин кейин Шинҗаң Университетиға оқутқучилиққа тәқсим қилиниду. У узун өтмәй биологийә факултетиниң мудирлиқ вәзиписини үстигә алиду. Аббас Бурһан һайатлиқ илмий тәтқиқати җәрйанида билимини техиму такамуллаштурушни үмид қилатти. У бу җәрйанда өзиниң техиму көп тәбиий пән илмий мутәхәссислирини, билим игилирини тәрбийиләш пурситиниң барлиқини һәмдә бу пурсәтниң дәл мушу йәрдин, йәни университетиниң рәһбәрлик вәзиписидин башлинидиғанлиқини тонуп йетиду.
Шуниңдин кейин Аббас Бурһан өзиниң арзу үмидини ашу өзи тәрбийиләп, йетиштүрмәкчи болған оқуғучилириға бағлайду. У пүтүн зеһнини биологийә илми җәһәттә йаш бир әвлад мунәввәр оқуғучиларни байқаш вә тәрбийиләшкә сәрп қилиду…
Униң тәбиий пәнләр бойичә йазған илмий мақалилири 1954 — йилидин башлап «шинҗаң өсмүрлири», «шинҗаң йашлири», «шинҗаң гезити», «шинҗаң айаллири» қатарлиқ гезит вә журналларда елан қилинишқа башлайду. У мушу йиллардин башлап пүтүн Шәрқи Түркистан миқйасида илим — пәнни кеңәйтиш вә омумлаштурушни көңлигә бүккән иди.
Аббас Бурһан 1957 — йилидин 1976 — йилиғичә Шинҗаң университети биологийә пәнлири оқутқучиси болуп, физиологийә, зоологийә вә ирсийәтшунаслиқ қатарлиқ пәнләрдин дәрс бериду. У бу җәрйанда йәнә факултет мудири, мәктәп оқутуш тәтқиқат бөлүминиң мудири қатарлиқ мәмурий хизмәтләрниму ишләйду…
У 1958 — йили хитай пән — техника җәмийитиниң 1 — қурултийиға қатнишип, мәмликәтлик комитетиниң һәйәт әзаси болуп сайлиниду. 1960 — йили Уйғур Аптоном райониниң пән — техника қурултийиға қатнишип бу комитетниң һәйәт әзаси болиду.
Аббас Бурһан 1970 — йиллардин башлапла өзиниң тиришчанлиқи, билими вә қабилийити билән Шәрқи Түркистан вә хитайниң пән — техника җәмийити хизмәтлиридә нами чиқип, хитай бойичә пән — техника саһәсидики мәшһур шәхс болуп тонулиду.
Аббас Бурһан 1976 — йили йеңидин қурушқа тәййарлиқ қиливатқан таш ериқ (шихәнзә) университетиниң мудирлиқиға тәйинлиниду. У пүтүн уйғур зийалийлири вә игилик тиклимәкчи болғанларға «билим өзи бир күч», «күч — қуввәт билимдиндур, саадәт илимдиндур» дегән уқумларни сиңдүрүшкә тиришиду. Уйғур деһқанлирини билим өгинишкә риғбәтләндүрүп, йеза игиликини тәрәққий қилдурушта илим — пән билән қораллинишни тәшәббус қилиду. У буниң үчүн бир өмүр тиришчанлиқ көрситиду. Чүнки у уйғур деһқанлириниң азрақ болсиму йүклирини йәңгиллитишкә йардәмчи болушни өзиниң бурчи дәп биләтти. Аббас Бурһан деһқанлар билән биргә болған вақтида өзини әң хошал һес қилатти.
У 1978 — йилидин етибарән йәнә хитай илми йазғучилар җәмийитиниң биринчи, иккинчи вә үчинчи қетимлиқ мудирийәт һәйәтликигә даимий һәйәт, Уйғур Аптоном райони илмий йазғучилар җәмийитиниң 1 — вә 2 — қетимлиқ мудирийәтликигә мудир болуп сайлиниду. Шуниң билән биргә йәнә «ирсийәт илми җәмийити», «һайванатлар тәтқиқати илми җәмийити», «йавайи һайванларни асраш илми җәмийити», «муһит асраш илми җәмийити», «келәчәк илми җәмийити», «шәһәр қурулуши илми җәмийити»гә вә «қурғақ район җуғрапийиси» журнилиға мудирийәт мудири, муавин мудир, пәхри мудир вә мәслиһәтчи қатарлиқ вәзипиләрни өтәйду. Ундин башқа йәнә аптоном районлуқ пән — техника вә маарип комитетиниң мудири қатарлиқ вәзипиләрдә болиду.
Аббас Бурһан 1978 — йили 12 — айда аптоном районлуқ пән — техника җәмийитигә рәис болуп тәйинлиниду. 1981 — йили вә 1986 — йили пән — техника җәмийитиниң икки қетимлиқ қурултийида бирдәк аваз билән пән — техника җәмийитиниң рәисликигә сайлиниду…
«Мәдәнийәт зор инқилаби» дин кейинки уйғур җәмийитидә бир мәзгил асаси илим, әдәбийат — сәнәт болуп, йазғучиларниң йазидиғини йиңи дәврниң әвзәлликини күйләш, өтмүш дәврниң қанхорлуқини паш қилиш иди. Бу әһвал мустәмликә Шәрқи Түркистанда хитайниң дәһшитидин бир хил форма болуп қалған болуп, бухил кәйпийат билән уйғур хәлқиниң мәниви вә мадди еһтийаҗини қамдаш мумкин әмәс иди. Тарихта шанлиқ из қалдуруп, дунйа мәдәнийитигә өз тамғисини басқан уйғур хәлқиниң, 1949 — йили Шәрқи Түркистан хитайлар тәрипидин ишғал қиливелинғандин кейин 1980 — йилиғичә болған арилиқта мәниви дунйаси қағҗирап кәткән болуп, наһайити еғир буруқтурмилиқ ичидә йашимақта иди. Уйғур хәлқи 1980 — йилидин башлап дунйадики тәрәққийатлардин хәвәрдар болушқа интилип, илим — пән билән тонушуп, пән — техникиниң әвзәлликини билиш вә өгинишкә бәкму тәқәзза болиду. Мана бу вақитта атақлиқ тәбиий пән алими Аббас Бурһан оттуриға чиқип тәбий пән саһәси бойичә бу бошлуқни толдуриду.
Аббас Бурһан хитайниң әң чоң бөһранлиридин бири болған «мәдәнийәт зор инқилаби» айағлашқандин кейин, бәкму йүрәк алди болуп, немә қилишини биләлмәй, тәмтирәп қалған бир қисим уйғур рәһбәрләргә охшаш мәңдәп қалмай, дадил издинип бир йүрүш илмий паалийәтләрни тәшкилләйду. Уйғур зийалийлириниң өзини йетилдүрүшигә, өз — өзини тонушиға, өзиниң қәдир — қиммитини биливелишиға көңүл бөлиду вә тәрбийиләйду. Уларға өзини тонуш, илим — пәнгә тәлпүнүш туйғусини сиңдүриду. Қолидин келидиған барлиқ имканлирини ишқа селип уларға шараит йаритип бериду.
Аббас Бурһан 1978 — йили 12 — айда Шәрқи Түркистанда тунҗи қетим «пән — техника җәмийити»ни қуруп чиқиду. 1980 — йилиниң бешида оз тиришчанлиқи билән пәнни омумлаштуруш нәшрийатиниң уйғур вә қазақ шөбә нәшрийати вә басмиханисини қуруп чиқиду. Шуниң билән биргә «билим — күч» вә «пән вә турмуш» журналлирини тәсис қилиду һәм бу журналларниң баш муһәррирликини өз үстигә алиду.
Аббас Бурһан пәнни омумлаштуруш нәшрийати қурулғандин кейин җапалиқ ишләп орган штатини толуқлап, мәмурий ишханиларни қуруп чиқиду. Бу орунларға иқтидарлиқ, талантлиқ бир түркүм уйғур, қазақ зийалийлирини орунлаштуриду. У йилларда мустәмликичи хитай һакимийити уйғурларниң йетишип чиққан алим, йазғучи зийалийлирини һәр хил баһана — сәвәбләр билән өлтүрүп, тутқун қилип, ешип қалғанлирини «төвәнгә чүшүрүш» дегән нам билән, кейин «мәдәнийәт зор инқилаби» дегән нам билән йирақ йеза — қишлақларға палап назарәт астида еғир әмгәкләргә селип ишлитиватқан иди. Аббас Бурһан пәнни омумлаштуруш нәшрийати қатарлиқ орунларни қуруп чиққандин кейин төвәнгә чүшурүлгән, чәткә қеқишқа учрап илим саһәсидә өз хәлқигә хизмәт қилиш имканлиридин мәһрум қилинған пешқәдәм тәбиий пән хадимлирини, шундақла бәзи кишиләр исмини аңлиса қорқидиған йаки өзлирини қачуридиған, хитайлар тәрипидин «сийасий җинайәтчи» дегән қалпақ билән өлтүрүветилгән кишиләрниң балилирини вә узун йил түрмидә йетип чиққан бәзи вәтәнпәрвәрләрдинму хелә көп кишиләрни пән — техника җәмийитигә вә пәнни омумлаштуруш нәшрийати вә басмиханисиға йөткәп келиду.
Бу вақитта пән — тәхника нәшрийатидики ишчи — хизмәтчиләрниң сани 50 — 60 кишигә йәткән болсиму, Аббас Бурһан бирму хитайни қобул қилмиған. Бу әһвал йәнә шу бәзи йундихорлар тәрипидин хитайларниң қолиқиға йәткән. Шуниңдин кейин хитайлар Аббас Бурһанниң алдиға мәхсус тәкшүрүш гурупписи әвәткән. Аббас Бурһан уларға: «мән бир илим адими, мән қурған пән — техника нәшрийати Бейҗиндики хитай пән — техника нәшрийатиниң уйғур аптоном райони, уйғур — қазақ шөбиси, хитайчә чиқидиған китаб — журналлар Бейҗиндики нәшрийат мәркизи тәрипидин нәшир қилиниду. Биз бу йәрдә пәқәт уйғурчә, қазақчә китаб — журнал нәшир қилимиз. Әгәр мән бу йәргә хитайларниму әкирип қойсам, йа улар бизниң тилимизни билмисә, китаб — журналларни тәһрирлийәлмисә, бу йәрдә немиш қилиду? Бикар мааш елип, гезит оқуп олтурамду?» дәп җавап бәргән. Кәлгән хитайлар Аббас Бурһанниң сөзигә җавап берәлмәй солушуп йенип чиқишқан. Аббас Бурһанниң бу һәрикити һәқиқәтән аз көрүлидиған чоң бир пидакарлиқ һесаблиниду, — әлвәттә…
У бу арида вақитни чиң тутуп, тохтимай тиришип, көплигән илмий җәмийәтләрни тәсис қилиш билән биргә йәнә «пән — техника йазғучилири җәмийити» ни бәрпа қилиду. Әсәрләрниң йазғучилирини риғбәтләндүрүп, мукапатлашни йолға қойиду. Көплигән йеза — қишлақларға берип деһқанлар вә чарвичиларниң пән — техника билимлирини ашуруш үчүн көп қетим пәнни омумлаштуруш вә аммивилаштуруш паалийәтлирини уйуштуриду.
Аббас Бурһан өзи тәсис қилип, өзи баш муһәррирликини үстигә алған «билим — күч» вә «пән вә турмуш» журналлириниң һәр бир санини наһайити инчикилик вә әстайидиллиқ билән көрүп чиқип, тәһрирләйду. Бу журналлар Шәрқи Түркистан хәлқиниң йеқиндин диққитини қозғайду шундақла қизғин қарши елишиға еришиду. Бу йилларда уйғур йашлирида илим — пәнгә қизиқиш, пән — техника билимлирини игиләш, тәбиий пән саһәсидә һәр вақит риқабәткә интилиш бир омуми йүзлиниш болушқа башлайду.
«Билим — куч» журнили айлиқ журнал болуп, нәшир қилинғандин башлап 12 йил җәрйанида 137 сан нәшир қилиниду. «Пән вә турмуш» журнили пәсиллик журнал болуп, бу журнал нәшир қилинғандин башлап 7 йил җәрйанида 28 сан нәшир қилиниду. (булар Аббас Бурһан муһәррәрлик қиливатқан вақтида нәшир қилинған санлар)…
1983 — йили хитай пән — техника җәмийити, хитай пән техника вә әмгәк — кадирлар министирлики униңға «илғар пән — техника хизмәтчиси» дәп нам бериду. 1984 — йили «Аптоном районниң илғар пән — техника хизмәтчиси» мукапатиға еришиду. У 1984 — йили наһайити зор тиришчанлиқ көрситип хитай мәркизи пән — техника қурулмиси фонди җәмийитидин мәбләғ һәл қилип, тунҗи пән техника сарийини қуруп чиқип Үрүмчидә қәд көтүргүзиду. 1986 — йили «билим — күч» журнилиға «пән техника тәрәққийатини илгири сүргүчи» дегән шәрәплик нам берилип, мукапатлиниду. Бу журналниң баш муһәррири болған Аббас Бурһан болса, хитай бойичә «пән — техника тәрәққийати мукапати» ға еришиду. Шу йили вәтинимиздики унван баһалаш комитети Аббас Бурһанға йәнә «алий муһәррир» дегән илми унван бериду.
Мана бу йилларда Шәрқи Түркистан зийалийлири Аббас Бурһанға «һайатлиқ алими» дәп шәрәплик нам бериду. Бу вақитта көплигән уйғур йашлири мәтбуатларда, радио — телевизурларда Аббас Бурһанниң нами учрап қалса алаһидә диққәт қилидиған, униңға һөрмәт қилидиған, әсәрлири учрап қалса әстайидил оқуп чиқидиған болиду. Пәнни омумлаштуруш тоғрилиқ йезилған китаб вә мақалиларни шундақла униң йетәкчиликидики журналларни әстайидил оқуп чиқип, тәбиәт дунйаси билән тонушуп, пән — техникиға қизиқиш кәйпийати барлиққа келиду. Демәк, шуниңдин кейин китабхумар йашлар, оттура, башланғуч мәктәп оқуғучилири, чәтәл йазғучилириниң әсәрлири қатарида өзиниң алими болған Аббас Бурһанниң бир йүрүш илмий әсәрлириниму көрәләйдиған болиду.
У йәнә тәбиий пәнләр бойичә илми йазғучилар қошунини барлиққа кәлтүрүшкә тиришиду. Чүнки тәбиий пән саһәсидә уйғур пән — техника зийалийлар қошунини күчәйтиш уйғурларниң шу йиллардики җиддий еһтийаҗиға нисбәтән бир бошлуқ һесаблинатти.
Аббас Бурһан хәлқара пән — техника һәмкарлиқини илгири сүрүштиму алаһидә актип рол ойнайду. У өзи баш болуп, илим — пән йиғинлирини тәшкилләп, тинимсиз издинип, хитай һакимийитиниң қатму — қат тосқунлуқлири ичидин йол ечип, хәлқарада нопузлуқ алимларни лексийә сөзләп бериши үчүн Шәрқи Түркистанға тәклип қилип елип келиду. Шундақла уйғур оқуғучиларниң чәтәлгә чиқип оқуш ишлирини мувәппәқийәтлик һалда әмәлгә ашуриду. Аббас Бурһан Пакистанлиқ нобил физика мукапатиға иришкән, 3 — дунйа пәнләр академийисиниң академики, Италийиниң пайтәхти Римда тәсис қилинған хәлқара нәзәрийә физика орниниң рәиси доктур Муһәммәд Абдусалам билән шәхси достлуқ орнитип, 1985 — йили униң шәхсий меһмини сүпитидә Италийигә зийарәткә берип, униң билән уйғур оқуғучиларни Италийигә билим ашуруш учун чиқириш пиланини түзәп, бу пиланни мувәппәқийәтлик әмәлгә ашуриду. Аббас Бурһан 1986 — йили доктур Муһәммәд Абдусаламни Қәшқәргә тәклип қилип, елип келип бир йүрүш паалийәтләрни орунлаштуриду. У доктур Муһәммәт Абдусаламни Қәшқәрдики, әйни вақитта Шәрқи Түркистанниң җәнубидики әң алий билим йурти болған Қәшқәр пидагогика институтиниң физика факултетини зийарәт қилдуриду. Аббас Бурһан бу һәрикити арқилиқ уйғур йашлириға мусулман алим доктур Абдусаламни үлгә қилиш арқилиқ оқуғучиларни өз — өзигә ишинишкә, үмидвар болушқа риғбәтләндүриду. Чүнки у кәлгүсидә уйғурлар ичидинму нобил мукапати алидиған алимларниң чоқум чиқидиғанлиқиға шәксиз ишинәтти…
Аббас Бурһан «пән — техника җәмийити» ниң 12 йил бойичә рәислик вәзиписини өтәйду. У бу җәрйанда Шәрқи Түркистанниң йүзлигән шәһәр — вилайәт, наһийә — област, йеза — қишлақлирида пәнни омумлаштуруш шөбә җәмийәтлирини қуруп, деһқанларни йеза игилики билән илмий шуғуллинишқа йетәкләйду. Уйғур йиңи дәвр биологийә вә микро биологийә пениниң бәрпа қилиниши, мәхсус биологийә оқутуши вә тәтқиқати, кейинки бир әвлад биологийә оқутуш вә тәтқиқат хадимлириниң йетишип чиқишиға зор төһпә қошиду. Тәбий пәнләр бойичә оқутуш вә тәтқиқат елип бериш хизмитигә асас селип бериду.
Аббас Бурһан Шәрқи Түркистан миқйасида пән — техникиниң әвзәлликини тәшвиқ қилип, пәнни омумлаштуруш үчүн һайатиниң 40 нәччә йилини сәрп қилип 397 парчә илмий мақалә йезип елан қилиду. Пәнни омумлаштуруш оқушлуқлиридин 454 парчини тәһрирләйду. У тәбиий пәнләргә аит 12 парчә уйғурчә китаб йазған болуп, бу китаблар айрим — айрим һалда милләтләр нәшрийати, хитай пәнни омумлаштуруш нәшрийати шинҗаң уйғур — қазақ шөбиси, шинҗаң йашлар нәшрийати, пән — техника нәшрийати қатарлиқ нәшрийатлар тәрипидин нәшр қилиниду. Униң нәшир қилинған китаблири төвәндикичә:
1 — «ирсийәт вә ирсийәт қурулуши», (1982 — йили милләтләр нәшрийати)
2 — «һайатлиқниң сири», (1983 — йили пән — техника нәшрийати)
3 — «өсүмлүк асраш һәққидә сават», (1983 — йили хәлқ нәшрийати)
4 — «зираәтләрни асраш чарилири», (1984 — йили пән — техника нәшрийати)
5 — «микро организм вә йеза игилик», (1984 — йили пән — техника нәшрийати)
6 — «микропниң төһписи вә зийини», (1985 — йили пән — техника нәшрийати)
7 — «пән — техника тәрәққийати вә һазирқи заман пән — техникиси», (1985 — йили илим — пән йазғучилар җәмийити)
8 — «йеза игилики вә һашаратлар», (1986 — йили пән — техника нәшрийати)
9 — «қушлар инсанларниң дости», (1986 — йили пән — техника нәшрийати)
10 — «һайатлиқ вә муһит», (1988 — йили йаш — өсмүрләр нәшрийати)
11 — «инсанларниң йиңи йүзлиниши», (1994 — йили пән — техника нәшрийати)
12 — «һайатлиқ қурулуши» (2000 — йили пән — техника сәһийә нәшрийати)
Аббас Бурһан йуқирқилардин башқа йәнә «йеза пән — техникиси» журнилини тәсис қилиду вә «уйғурчә — хитайчә биологийә луғити», «деһқанчилиқ билимлиригә изаһлар», «хитайчә — уйғурчә пән — техника луғити» қатарлиқ 3 парчә пән техника луғитини тәрҗимә қилиду вә тәһрирләйду. Пән — техникиға аит 31 парчә китабни тәрҗимә қилиду…
Ғәйрәтчан Осман Аббас Бурһанға беғишлап йазған «сәнәтхумарлиқтин илим хумарлиққа көчүшниң тәхирсизлики тоғрисида» дегән мақалисида:
— «Еһтимал 1987 — йили болса керәк, шу вақиттики уйғур аптоном районниң пән — техника хизмитигә мәсул муавин рәиси Мавдехуа қатарлиқ рәһбәрләр қатнашқан коинлун меһманханисидики бир йеғинда, Аббас Бурһан сөзини башлаштин бурун орнидин туруп, қолини көксигә қойуп, сәмимийлик билән: «алди билән көпчиликтин маңа, һәр саһә, һәрқайси кәсипләрдики асаси қатламдин кәлгән җапакәш, һәр милләт пән — техника хадимлириға хусусий намимдин вә уйғур аптоном районлуқ пән — техника җәмийитигә вакалитән әң сәмими миннәтдарлиқим вә али еһтирамимни билдүримән» дәп егилип туруп салам бериши билән, барлиқ йиғин әһли орнидин туруп, узунғичә чавак челип алқишлиған. У сөзини давамлаштуруп: «биз көпчилик, һәр қандақ бир алим — мутәхәссис йаки адәттики пән — техника хадими болушимиздин қәтий нәзәр, бизниң шундақ бир ортақ мәсулийитимиз вә виҗдани бурчимиз барки, у болсиму иҗтиһат билән илим тәһсил қилиш вә халис нийәт билән илим — пән уруқлирини инсанийәт дунйасиға чичип, барлиқ дилларни йорутуштин ибарәт. Бу һәргиз анчиким ишләп қойуш билән әмәлгә ашидиған иш әмәс. Бу хизмәт биз пән — техника хадимлириға аллаһ йүклигән самави мәсулийәт вә мәңгүлүк муқәддәс вәзипидур. Буни тонуп йетәлмигән вә бу җәһәттики мәсулийитини ада қилалмиған кишиләр қандақму ‹алимлар пәйғәмбәрләрниң варислиридиндур› дегән шәрәплик намға наил болалисун?!, ундақ кишиләрни қандақларчә лайақәтлик бир илим әһли дегили болсун?!» дегән, — дәп йазған.
Аббас Бурһан илим мәрипәтниң бир шәхсниң ронақ тепишида, вә бир милләтниң көтүрүлишидә һәлқилғуч рол ойнайдиғанлиқини чүшүнүп йәткән. У өз һайатида өзиниң гүзәл әхлақи, инсаний хислити вә мол һосуллуқ иҗадийити һәмдә йирақни көрәрликидәк алаһидилики билән хәлқниң чоңқур һөрмитигә еришиду. Шуниң билән биргә көплигән Шәрқи Түркистан хәлқиниң һайатиға иҗабий тәсир көрситиду.
Аббас Бурһан һайати бойичә өз вәтинигә, өз хәлқигә пайдилиқла болидикән, һәрқандақ хизмәт болса қолидин келишичә ишлигән. Қилған хизмәтлириниң һәммисини меһнәтсиз, үн — түнсиз елип барған.
Шәрқи Түркистандин йетишип чиққан тунҗи әвлад уйғур тәбиий пән алими, пәнни омумлаштуруш йетәкчиси вә җамаәт әрбаби мәрһум Аббас Бурһан 2010 — йили 5 — айниң 22 — күни 78 йешида Үрүмчидә вапат болиду.
Мәрһум Аббас Бурһанниң 4 пәрзәнти болуп, булардин оғли доктур Ришат Аббас Бурһан билән қизи Рошән Аббас Бурһан 1989 — йилидин буйан Америкида йашимақта.