Среда, 20 ноября, 2024
Аммибаб

A x b a r a t n a m e

RFA, WUC, BBC, CNN, Аzattyq, Шинхуа, Тәңритағ ахбарат органлириниң учурлиридин.
Мавзу: Матәм күни. I. Коммунистик Хитайниң (1949.10.01) вә Уйғур Аптоном Райониниң (1955.10.01) қурулған күни.
II-III. Хәлқара вәзийәт. Дунйа Уйғур Қурултийиниң (ДУҚ) вә башқа тәшкилатларниң 2019-йили сентәбир ейидики паалийәтлири.


I. Хитай Коммунистик Партиийәси (ХКП) рәиси Мав Зедуң башлиқ коммунистлар қораллиқ дөләт ағдуруш арқилиқ тәхткә чиқип, 1949-йили 1-өктәбирдә Хитай Хәлқ Җумһурийитиниң (ХХҖ) қурулғанлиқини җакарлиди. Шу айда Хитайниң 120 миңлиқ таҗавузчи армийиси, Совет Иттипақиниң йардимигә тайинип Шәрқий Түркистанға (Уйғуристанға) бесип кирди вә истила қилди. Бейҗиң җуғрапийилик сийасий мәқсәт билән 1955-йили 1-өктәбирдә Уйғурийәдә аталмиш Уйғур аптоном районини тәсис қилди. ДУҚ 1-октәбир күнини уйғурларниң Матәм күни дәп җакарлиди. 70 йил давамида уйғурлар мустәмликичи ХХҖ түзүминиң Шәрқий Түркистанни (Уйғуристанни) хитайлаштуруш, тәқипләш вә геноситлик характердики сийаситини, йәни дөләт терроризмини бешидин кәчүрүп келиватмақта. Лекин миллитимиз өзиниң миллий азадлиқ күришини бир минутму тохтатқини йоқ.

Хитай һөкүмитиниң Шәрқий Түркистандики (Уйғуристандики) чоңхәнзучи мустәмликә сийаситини испатлайдиған асасий пакитлар:

1. ХКПниң 1950–1962-йиллири, Шәрқий Түркистанда (Уйғуристанда) аталмиш «йәр ислаһити», «әксилинқилапчиларға қарши күришиш», «истилни түзитиш», «йәрлик милләтчиләргә вә оңчи буржуазийә унсурлириға қарши күришиш», «үч қизил байрақ («чоң сәкрәп илгириләш», «баш йол», «хәлқ коммунилири»)» қатарлиқ қанунсиз тәқипләш сийасий һәрикәтлири җәрйанлирида 500 миң нәпәрдин артуқ йәрлик хәлқ һаләк болди. Пәқәт Бай наһийәсидә 30 миң нәпәр әтрапида адәмләр сүний ачарчилиқтин вапат болди. 9 миң нәпәргә йеқин зийалилар вә миллий кадирлар һәр хил лагерларға паланди йаки қәтл қилинди. Тәқипләнгән мәшһур шәхсләр: Турғун Алмас, Абдуреһим Өткүр, Зийа Сәмәди, Мәһәммәтимин Иминоп, Әхмәт Зийайи, Ибраһим Турди, Қаҗиғумар Шабдан (қазақ йазғучиси), Қавсиқан Қозибаев (қазақ зийалиси), Абдуреһим Әйса, Абдушүкүр Муһәммәтимин, Тохти Бақи (Артиш), Тейипҗан Хоҗа, Абдуқейим Мусабаеп қатарлиқлар.

2. Уйғурлар аптоном район даирисидики чәклик қануний, сийасий, иҗтимаий вә иқтисадий һоқуқлиридинму мәһрум қилинди. Әксинчә, ХКПниң қанунсиз парткомлирида барлиқ һоқуқлар мәркәзләшти.

3. 1962-йили 29-май Ғулҗа қанлиқ вәқәсидә 100 нәпәрдин артуқ уйғурлар етип өлтүрүлди. Вәқәгә мунасивәтән пәқәт Қазақистан чеграси арқилиқ қачқан қачақларниң омумий сани 200 миңдин артуқ болди.

4. Аталмиш «мәдәнийәт инқилави» (1966–1976-йиллири) дәвридә өлүм җазаси, наһәқ җазалаш түпәйли вә қамақханиларда мәхпий қәтл қилинған уйғурстанлиқлар 400 миң нәпәргә йеқин. Түрмиләргә вә әмгәк билән өзгәртиш йаки тәрбийәләш лагерлириға қамалғанларниң сани 500 миң нәпәрдин артуқ. Миллий кадирлар вә зийалилардин, «қизил қоғдиғучилар» (хуңвәйбинлар) тәрипидин тәқипләшкә Мәһәммәтимин Иминоп, Әсәт Исһақоп, Абдулла Закироп, Патиқан Сүгүрбайоп, Зунун Қадирий, Абдуреһим Өткүр, Турғун Алмас, Абдушүкүр Муһәммәтимин, Аблемит Һаҗийоп, Әнвәр Җакулин, Әнвәр Ханбаба, Нусрәт Бурһан, Исмайил Ибраһим, Әршидин Татлиқ, Әлқәм Әхтәм, Абдукерим Хоҗа, Муқәддәс һаҗий, Маһинур Қасими, Патимә Җакулин, Тейипҗан Елийоп, Турди Қурбан, Ибраһим Турди, Ғази Әһмәт, Муһәммәдҗан Рашидин қатарлиқ зийалилар дучар болди. Бу әдипләрниң әсәрлири көйдүрүлди вә бәзилири шеһит болди. Хуңвәйбинлар мәсчитләрни, диний иншаәтләрни, тарихий йадикарлиқларни вәйран қилди. Атақлиқ Һейткаһ мәсчитиму қисмән вәйран қилинди. Улар муқәддәс Қуран Кәрим вә башқа китапларни, журналларни, қол йазмиларни көйдүрди. Миллий услубтики баһалиқ буйумларни чақти. Йәрлик хәлқләрниң миллий кийимлири йоқитилди. Йүсүп Хас Һаҗип, Мәһмут Қәшқәрий, Әхмәт Йүкнәки қатарлиқларниң бүйүк алимлар вә тарихий намайәндиләрниң қәбрә гүмбәзлири вәйран қилинди. Уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек вә башқа йәрлик милләтләрниң мәдәний байлиқлири топланған Үрүмчи қәдими қолйазма музейидики нәччә миңлиған қолйазмилар буланди вә йоқ қилинди.

5. Хитайниң Лопнурдики атом йадро синақлириниң ақивитидин 250 миң нәпәргә йеқин адәм өлди. 1,5 милйон нәпәрдин артуқ адәм радиатсийә билән зәһәрлинип һәр хил кесәлликләргә дуч болуп, мәзгилсиз вапат болди.

6. 1980 – 2019-йиллири истилачи мәркәз Шәрқий Түркистанни (Уйғуристанни) хитайлаштуруш, йәр асти-үсти байлиқларни ичкиригә тошуш, миллий азадлиқ һәрикәткә зәрбә бериш вә уйғурларни милләт сүпитидә йоқ қилиш үчүн «төтни заманивилаштуруш», «ғәрбий районни ечиш», «үч хил күчкә» (террорлуққа, бөлгүнчиликкә вә әсәбийликкә) қатиқ зәрбә бериш, «тәрбийәләш мәркәзлири» қатарлиқ қалпақлар астида зор сийасий-иҗтимаий вә иқтисадий җәрйанларни илгири сүрди. Бу дәврдә Бейҗиң тәшкиллигән, асасән уйғурларға қаритилған мәдәний кризис вә ирқий қирғинчилиқларниң, омумән дөләт терроризминиң ақивәтлиридин 70 миңдин артуқ адәм қәтл қилинди, үч милйондин артуқ адәм түрмиләргә, җазалаш лагерлириға паланди.

7. 1976-йили башланған «пиланлиқ туғут» сийаситиниң ақивитидин 4–5 милйон нәпәр уйғур пәрзәнтлири йоруқ дунйа көрәлмиди. 70 йил давамида Хитай ички өлкилиридин Уйғуристанға (Шәрқий Түркистанға) 12-13 милйон әтрапида хәнзуларни йөткәп әкилип, йәрлик хәлқләр демографийәсигә зор тәһдит туғдурди. Уйғурлар «пиланлиқ туғут», «көчмән йөткәш» вә «йиғивелиш лагерлири» сийаситиниң ақивитидин өз Вәтинидә аз санлиқ милләткә айланмақта вә миллий кимликини йоқитишқа башлиди.

8. Хитай һөкүмитиниң 2005-йилдин бери Шәрқий Түркистанда (Уйғуристанда) илгири сүрүватқан рәзил «қош тиллиқ маарип» сийасити – миллий маарипни вә шу арқилиқ уйғур, қазақ, қирғиз, моңғул охшаш миллий тилларни йоқитип, мәҗбурий хитайлаштуруш сийаситидур. Мәсилән, Маарип назаритиниң 2017-йили ийулда «Дөләт тили маарипини омумлаштуруш» тоғрилиқ бәлгилимиси бойичә һазир уйғур, қазақ вә башқа миллий башланғуч мәктәпләрдә оқутуш хитай тилида түзүлгән дәрсликләр бойичә өтүлүватиду. Пәқәт ана тил дәрсила миллий тилда давамлишиватиду.

9. 2016-йили күздин башлап коммунистик Хитай һөкүмитиниң Шәрқий Түркистанда (Уйғуристанда) аталмиш «үч хил күчкә» қарши туруш шоари астида йошурун йүргүзүватқан сийасий мәқсәтлик вә зулумлуқ сийасити «Бир бәлвағ, бир йол» истратегийиси даирисида техиму дәһшәтләшти. Хитай рәһбәрлири дөләтниң конститутсийәсигә, миллий-территорийәлик аптономийә қануниға вә Б Д Т ниң уллуқ әһдинамилириға хилаплиқ һалда, Шәрқий Түркистанда (Уйғуристанда) уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа түрки-мусулман хәлқләргә қарши йүргүзүватқан ашуруп тәқипләш, сотсиз җазалаш, Ислам динини хитайлаштуруш, миллий маарипни, мәдәнийәтни вә өрп-адәтни мәҗбурий ассимилийәтсийәләш қатарлиқ сийаситигә қошумчә: аталмиш «тәрбийәләш мәркәзлиригә», йәни йиғивелиш лагерлириға қанунсиз қамап, зорлуқ вә йошурун қәтл қилишни һәм идеологийилик, психологийилик зорлаш билән «меңини йуйуш» қатарлиқ һәрикәтләрни күчәйтти. Мәсилән, миңдин ошуқ йиғивелиш лагерлириға 1 милйондин 3 милйонғичә уйғур, қазақ вә башқа түрки-мусулман зийалилирини, диний затлирини, кадирлирини, йашларни, омумән аңлиқ амма вәкиллирини сотсиз қамап, йошурун қәтл қилиш, уларниң «меңисини йуйуш» мәҗбурий коммунистик идеологийә бойичә тәрбийәләшни җиддий әмәлгә ашурмақта. Әмма Дунйа Уйғур Қурултийиниң рәиси Долқун Әйсаниң, Иҗраий Комитет рәиси Өмәр Қанатниң вә башқа тәшкилат рәһбәрлириниң, көплигән шәхсләрниң актип паалийәтлириниң нәтиҗисидә бәзи Ғәрб дөләтлириниң алақидар мутәхәссислири, алий әмәлдарлири вә ААВ лири Шәрқий Түркистанни (Уйғуристанни) «сақчи дөлити», «үсти очуқ түрмә» вә «тәрбийәләш мәркәзлири» ни «җазалаш лагерлири» дәп атимақта. Нурғун аңлиқ уйғурларниң из-дерәксиз ғайип болушини Ғәрб тәтқиқатчилири тәрипидин Хитайниң мәхсус органлириниң мәхпий қәтл қилиши билән бағлимақта.

Қисқичә йәкүнлисәк, Хитай һөкүмити «Бир бәлвағ, бир йол» вә дунйада лидерлик ролни қолға кәлтүрүш истратегийисини әмәлийләштүрүш җәрйанида, Шәрқий Түркистанда (Уйғуристанда) мәвҗут түрмиләргә қошумчә йиғивелиш лагерлирини қуруш арқилиқ уйғурларни мәҗбурий ассимилийатсийә қилип, милләтниң миллий алаһидиликлирини, диний етиқадини вә мәдәнийитини йоқатмақчи. Шуңа, у мәқсәтлик уйғурларниң дин, маарип, шу җүмлидин тил, мәдәнийәт, өрп-адәтлирини қәстән тәқипләп, мәдәний-һоқуқий геносит тәшкилләп милләтни хитайлишишқа мәҗбурлаватиду. Лагерларда болса «меңини йуйуш» арқилиқ уйғурларниң миллий кимликиниң орниға Х К П ниң «җуңхуа кимлики»ни мәҗбурләп теңиватиду. Мана бу Хитайниң асасий мәқсиди. Шундақла Хитай һөкүмити һәр хил чәкләш, чекидин ашуруп җазалаш вә йиғивелиш лагерлири арқилиқ уйғурлар арисида инсан һоқуқи, демократийә, миллий мустәқиллиқ қатарлиқ идийәләргә бошлуқ қалдурулмаслиқ җәрйанлирини сийасий ғәрәзлик билән әвҗ алдурмақта.

Қәһриман Ғоҗамбәрди. Сийасәтшунас, 2019.09.28, cacharman@gmail.com