Понедельник, 30 декабря, 2024
СәнәтУйғурлар

Абдувәли Җарулла

Абдувәли Җарулла 1910–йили Ғулҗа шәһириниң Тоғрикөврүк мәһәллисидә туғулған.

Балилиқ дәвридә моздузлуққа шагиртлиққа кирип, моздузлар арисидики нахшичи Мәшривахун, Һасан бөри, Давут токур, Мәһәммәт турхун, Мәсум тоқум, Сонимкам дутар, Тейипахун тәмбур, Қадир лаңқа, Иминҗан уста қатарлиқ хәлиқ нахшичилириниң тәсиригә учриған. Аз өтмәй Абдувәли Җарулла өзиму моздузлар арисида авазиниң сазлиқи билән тонулған. 1934–йили Ғулҗа санаинәписә қурулғанда Рози тәмбур қатарлиқ музика устилириниң имтиһан елиши билән әң дәсләпки артистлар қатарида өмәккә қобул қилинған. Шуниңдин башлап униң йерим әсиргә йеқин өмри сәһнидә өтти.

Абдувәли Җарулла 1936 — йилидин 1962 — йилиғичә или театр сәһнисидә сәһниләштүрүлгән 50 кә йеқин сәһнә әсириниң көпинчисидә асаслиқ  рольларға чиққан. Болупму униң «Бай вә малай» да Ғопур, «Аршин — мал лан»  да Әсқәр, «Ғерип — Сәнәм»  дә Ғерип, «Пәрһат – Ширин» Пәрһат, «Ләйли — Мәҗнун»  Мәҗнун, «Нузугум» да Бақи, «Ғунчәм» дә Нурум болуп ойниған рольлири әйни йиллардики тамашибинларда чоңқур тәсир қалдурған. Үч вилайәт инқилави вақитлиқ һөкүмити униңға театр сәһнисидә қошқан төһпилири үчүн  хизмәт көрсәткән артист дәп шәрәплик нам бәргән. Абдувәли Җарулла һазирқи заман уйғур театрчилиқиға асас салған кишилиримиздин бири.

Абдувәли Җарулла атақлиқ драма артиси болупла қалмастин бәлким хәлиқ ичидә тонулған мәшһур хәлиқ нахшичиси. Абдувәли Җарулла нахшилириға муқамшунас Һасан тәмбур өз вақтида: «униң нахшилиридин Җилилюзи, Турпанюзилириниң һарва һайдап келиватқан деһқанлар нахшисиниң пуриқи келиду»  дәп баһа бәргән. Абдувәли Җарулла хәлиқниң садда, әмма һисятқа бай нахша ейтиш усулини игәлләп, хәлиқ нахшилирини орунлашта өзигә хас алаһидилик яратқан хәлиқ нахшичиси. Мусаҗан Розиниң бәргән баһасиға қариғанда, ата — бовилиримизниң нахша товлаш пуриқи сақланған болуп, муһим тәтқиқат қиммитигә игә. 1959 — йили мәркәздин дияримизға кәлгән музика тәтқиқатчиси Җийән Җихуа җәнуби Шинҗаңни айлинип Ғулҗиға кәлгәндә Абдувәли Җарулланиң нахшилири униң диққитини тарқан. Шу қетим Абдувәли Җарулла ейтқан йуздин артуқ нахшини лентиға елип кәткән. Җийән Җихуа бу лентини мәдәнийәт инқилавиниң боран — чапқунлиридин саламәт өткүзүп, кейин бир қисмини айрим китапчә қилип елан қилған. 1971 — йили вә 1981 — йиллири Шинҗаң хәлиқ радио станцияси билән Или хәлиқ радио станцияси Абдувәли Җарулла нахшилирини омуми йүзлүк лентиға елип архиплаштурған.

Абдувәли Җарулла 1951 — йили Роза тәмбур билән Үрүмчигә берип, уйғур классик он икки муқамини лентиға бериш хизмитигә қатнишип, Роза тәмбур Или он икки муқамини орунлиғанда дастан мәшрәп қисимлирини бирликтә яндишип ейтип, он икки муқамни қутқузуп қелиш xизмитидә тегишлик тоһпә яратқан. 1992 — йили җоңгу уйғур муқам паалийәтлирини уюштуруш һәйити тәрипидин униң муқам ишлирида көрсәткән әҗри үчүн “Oн икки муқам сәнәткари” дегән шәрәплик нам берилди. Абдувәли Җарулла 1998 — йили 89 — йешида аләмдин өтти.