Воскресенье, 22 декабря, 2024
Техника

Қәдимки Хотәндә әтләсчилик вә уйғур айаллириниң әтләстә кийим кийиш адити тоғрисида.

Өмәрҗан Розиһейт

Уйғур айаллириниң кийим-кичәклири ичидә әтләстин тикилгән кийим әң типик алаһидиликкә игә. Әтләс йипәктин тоқулидиған болуп, уйғур айаллири әң йахши көридиған есил рәхт һесаблиниду. Әтләс өзгичә тоқуш усули билән дунйа йипәк тоқуш һүнәр-сәнитидә алаһидә орунға игә. У-елимиз һәтта дунйа һүнәр-сәнәт буйумлириниң ичидиму йарқин нур чечип туриду.

Әтләс-уйғур хәлқиниң естетик тәпәккурида өз йериниң йәр түзүлишини, гүзәл бағу-бостанлирини, йешил лентидәк сузулуп аққан дәрйалирини нәпис вә рәңдар йипәк билән тәқлидий ипадә қилған сәнәт хәритисидур.
Әтләсниң нәқишлири йәрлик пурақ, күчлүк миллий хаслиққа игә болуп, «рәң чеграси ениқсиз болуш усули» арқилиқ иҗад қилинған тутуқ тәсвир услубидики сәнәттур. У наһайити йуқири бәдиий қиммәткә, уйғур қол һүнәрвәнчилики мәһсулатлири ичидә вәкил характиригә игә надир сәнәт буйуми. Униң гүл нәқишлири тәбиий мәвҗутлуқ вә иҗтимаий һайатни өзигә мәнбә қилған болуп, хәлқимизниң тәбиәт қарши, муһит қарши, гүзәллик қарши, сөйгү — муһәббәт қарши, етиқад қарши қатарлиқ идийәви һессийатини рәң, шәкилләр арқилиқ ипадиләп бириду.① Уйғур айаллири учисиға әтләс кийим, бешиға әтләс доппа кийсә шундақ йаришиду һәм чирайлиқлишип китидуки, уларни көргән һәр қандақ киши зоқлинип һәвәс билән қарапла қалиду. Шуңа әтләс кийимни уйғур айаллириниң миллий бәлгиси дийишкә болиду.
Әтләс Хотән хәлқиниң алаһидә мәһсулати болуп, тарихиниң узунлиқи, миллий пуриқиниң күчлүклики, тоқулишиниң нәпис вә чидамлиқлиқи, җулалиқ-көркәмлики, һава өткүзүш, нур қайтуруш иқтидариниң йуқирилиқи билән алаһидә шөһрәткә игә. Хотән бостанлиқини сүпсүзүк асманға охшатсақ, әтләс бәәйни асмандики һәсән-һүсәндур; Хотән гилимини бәһәйвәт қурум теғиға охшатсақ, әтләс бәәйни мәвҗ урған Йуруңқаш дәрйасидур. Әтләстин қәдимки йипәк йолида ғил-пал көрүнүп турған карванларниң қоңғурақ авази ғува йаңрайду.
Әтләс уйғур тилида»рәңгарәң» дегән мәнидә болуп, дәл рәңгарәң йипәкни көрситиду. Әҗдадлиримиз әтләсни кишигә баһар һиди беғишлайду, дәп қарап униңға «каккукниң қанитидики гүл» дегән намни бәргән. Әтләс сөзи һинди-йаврупа тил сиситемиси вә түркий тилларда көп учрайдиған сөз болуп «атлас» дәп тәләппуз қилиниду, уйғур тилидики әтләс дәл «атлас»ниң тавуш өзгәргән шәклидур. Әтләс охшимиған райунларда охшаш болмиған мәниләргә игә. Қәдимки гиртсийәдә «атлас» (Atlas) йәлкиси билән асманни тирәп туридиған гигант илаһни көрситиду; Иран, түркийә қатарлиқ әлләрдиму «әтләс» сөзиниң өзигә түшлуқ йәшмиси бар. Әтләсниң рәң вә нусхиси җуңго вә парс услубини өзигә муҗәссәмлигән болуп, миллий кийим-кичәк мәдәнийитини шәкилләндүргән. Бир парчә әтләсни йейип көрсәк, худди көп хил мәдәнийәт йуғурулмисиниң хәритисини көргәндәк болимиз. Уйғур хәлқи арисида әтләскә аит нурғун гүзәл ривайәтләр тарқалған.
Биринчи ривайәттә мундақ дийилгән: Бурунниң бурунисида, қумлуқтики хәлқләр суни бибаһа гөһәр орнида көридикән. Бир ишчан, ақкөңүл уйғур йигити көл бойида олтуруп судики қуйаш нури вә егиз ақ терәкниң шолисини көрүп, көлгә таш етипту, шу заман көл йүзидә су долқуни пәйда бупту. Бу мәнзирә униңға наһайити гүзәл көрүнүпту. Йигит бу мәнзирини тоқуп чиқишқа бәл бағлап, уни сөйгән йариға совға қилмақчи вә барлиқ уйғур қизлирини ашу гүзәл гүл нусхилиқ йипәктин кийим кийәләйдиған қилмақчи бупту. Шуниңдин кейин, уйғурларниң әҗдадлири ашу рәңгарәң, җулалиқ гүл нусхилиқ йипәкни кийишкә башлапту.
Иккинчи ривайәттә мундақ дейилгән: Бурун наһайити гүзәл бир қиз болғаникән, униң исми һәлимә икән. У кичикидинла ата-анисидин йитим қалғачқа, униңға йипәк тоқуштин тирикчилик йоли қалмапту. Кейин һәлимәниң йипәк тоқуш һүнири камаләткә йитипту, тоқуған йипәклири рәңдар, йарқин болғачқа бәкму базар тепипту. Күнләр өтүп һәлимәму чоңийипту, бойиға йәткәнсери техиму гүзәл болуп кетипту. Бир йили қурбан һейт һарписида, узақ йиллардин буйан һейт хушаллиқиниң пәйзини сүрүп бақмиған һәлимә өзгичә бир көңләк киймәкчи бупту. У тағқа чиқип шаптул чечики, анаргүли, хенә вә башқа намсиз гүлләрни өйигә йиғип әкилип, бирдин-бирдин тизипту, андин гүлниң шәклигә асасән рәхт тоқушқа башлапту. Униң илһамиму судики долқундин кәлгәникән. Һәлимә ахири һейт килиштин бурун гүлдәк гүзәл, су долқунидәк нәпс йипәкни тоқуп тамамлапту. Лекин, у кийим тикишни уқмайдикән, шуңа, бу чирайлиқ йипәкни кийим тиккүчи уста Айшәмгә апирип бирипту. Айшәм йипәкни көрүпла ағзи-ағзиға тәгмәй махтап китипту вә әтисила көңләкни тикип болушқа вәдә берипту. Әтиси һәлимә Айшәмни издәп кәлсә, дукан тақақ турғудәк. Әслидә гүзәл вә нәпис йипәкни көрүп нийитини бузған Айшәм шу күнила һәннивасини йиғиштуруп қечип кәткәникән. һәлимә бәкму азаблинип, кона көңликини кийип қурбан һейтлиқ мәшрәпкә қатнишипту. Мәшрәптә у һәммә кишиниң бир айални чөридәп уссулға чүшкәнликини, уларниң арисида һәтта, келишкән шаһзадә Йүсүпниңму барлиқини көрүпту. Шундақ зән селип қариса, һәммә оривалған айал дәл Айшәм екән. Айшәм һәлимәдин оғриливалған йипәк рәхттин чирайлиқ көңләк тикип кийгәндин кейин бәкму җәлибкар болуп кәткән екән. Шаһзадә «қоли чивәр, өзи пак» Айшәмгә көңли чүшүп қалғачқа, уни никаһиға алмақчи бупту. Һәлимә буни көрүп көңли бәкму йерим болған болсиму, лекин әслидики йипәктин йәнә бирни тоқуп чиқмақчи бупту. Бир күни у базарға йип алғили барғанда йәнә Айшәмни учритип қапту. Айшәм һелиқи көңләкни кийивалған болуп, йенидики шаһзадә билән көлүп, чақчақлишип китиватқудәк. Сәвр қачиси тошқан һәлимә йүгүрүп берип Айшәмниң алдини тосуп, униңдин немишқа кийим тикип беришкә бәргән йипәкни оғрилап қечип кәткәнликини чүшәндүрүшни тәләп қилипту. Бишәм Айшәм сәтлишип қелиштин әнсирәштә йоқ әксичә, һәлимәдин: «қандақ испатиң бар?» дәп сорапту. Шуниң билән иккиси чачлишип кетипту. Йанда турған шаһзадә дәмаллиққа һәйран қалған болсиму, тезла җидәлниң сәвәбини чүшинип ариға чүшүпту. У кимниң раст сөзлигәнликини билип беқиш үчүн, бу иккәйләнгә қайтидин шуниңға охшаш йипәктин бирни тоқуп чиқишни буйрупту. Узақ өтмәй һәлимә аввалқиға охшаш йипәктин бирни тоқуп чиқипту, Айшәм болса һечнимини тоқуйалмапту. Буни көргән шаһзадә Айшәмниң сахтипәз, каззаплиқидин йиргинипту. Айдәк гүзәл, қәлби пак, шиундақла қоли чевәр һәлимәгә шәйда болуп қапту. Кейин шаһзадиниң үзүксиз муһәббәт изһар қилиши арқисида, һәлимә шаһзадиниң муһәббитини қобул қилипту. Шаһзадә ашу чирайлиқ йипәккә «Әтләс» дәп нам қойупту.
Хәлқ арисида тарқалған үчинчи ривайәт мундақ: Әтләсни Әййуб Әләйһиссалам әкәлгәникән. У ағрип қелип, пүтүн бәдинини сан-санақсиз қуртлар қаплап кетипту. Бу қуртлар униң бәдинини тохтавсиз йәп, ахири пүтүн бәдини түгәпту. Шу чағда, униң бәдинидә икки қурт қелип қапту. Уларниң бирси йәргә чүшүп, пилә қуртиға айлинипту; Йәнә бирси, дәрйаға чүшүп бойаққа айлинипту. Кейин, кишиләр пилә қуртини беқип, пилә ғозикидин йип чиқирипту. Бойақ билән йипәккә рәң бәргили болидиғанлиқини байқап йипәкни бойапту. Бойалған йипәкләрниң рәңгиниң көзни чақнитидиғанлиқини, униң үстигә һәр хил рәңдики йипәкни бойап чиққили болидиғанлиқини билип йипәкни һәр хил бойап, ахири рәңгарәң әтләсни тоқуп чиқипту.②

Пилә қурти беқиш вә үжмә өстүрүш Ғәрибий йуртқа(җүмлидин Удунға) қачан, ким тәрипидин тарқалғанлиқи тоғрисида Таң сулалисидин илгирики тарихнамиләрдә хатирә қалдурулмиған болсиму, лекин хәлиқ ичидә мундақ ривайәтму сақланған: «Бурунниң бурунисида, Удун елидә пилә уруқи йоқ екән. Шуңа, падишаһ пилә уруқи чиқидиған Шәриқ елигә пилә уруқи елип келиш үчүн әлчи әвәтипту. Лекин, Шәриқ елиниң падишаһи пилә уруқини наһайити әзизлигәчкә, уни беришкә унимапту һәмдә пилә уруқиниң башқа әлләргә тарқилишиниң алдини елиш үчүн, қаттиқ қанун чиқирип, чеграда чаза қуруп, өткән-кәчкәнләрни қаттиқ тәкшүрүпту. Пилә уруқини қандақ қолға чүшүрүш керәк? Удун падишаһи бир йахши чарини ойлап тепипту, у Шәриқ елигә қудилишиш үчүн наһайити көп қиммәтлик совғатлар билән әлчи әвәтипту. Шәриқ елиниң падишаһиму қудилишишқа қошулупту. Мәликини көчүрүп маңидиған чағда, әлчи мәликигә хупийанә һалда ‹Удунда пилә уруқи йоқ, мәликәм мубада йипәк кийим киймәкчи болсила, пилә уруқини йушурун еливалғайла› дәпту. Мәликә пилә уруқини бөки ичигә йушуривапту. Чазидикиләр мәликиниң бөкини тәкшүрүшкә җүрәт қилалмапту. Шуниң билән пилә уруқи Удунға оңушлуқ кәлтүрүлүпту. Шуниңдин башлап Удундиму пилә тоқумичилиқ кәспи барлиққа кәпту.»③

Ривайәттики Шәриқ мәликисигә өйләнгән падишаһ Вижйaжaйaниң алдидики падишаһ мәшһур сайаһәтчи Фашйән билән замандаш еди. Фашйәнниң сайаһити 4-әсирниң әң ахири (милади 399-йили) болған. Ундақта Шәриқ мәликисигә өйләнгән ривайәттики бу падишаһ милади 5-әсирниң башлириға тоғра келиду. Лекин, җуңгониң тарихлирида җуңгониң шу вақтида Удун падишаһиға мәликә йатлиқ қилғанлиқи тоғрисида һечқандақ хатирә йоқ.④
Ривайәт дегән ривайәт. Лекин немила болмисун, қәдимки әҗдадлиримиз пилә мәшүтидин пайдилинип әтләс тоқушни билгән. Әтләсниң тоқулуш, бойаш җәрйани наһайити мурәккәп, тоқуш әмгикиниң сиҗиллиқи узун, барлиқ тоқуш тәртипи пүтүнләй қол мәшғулати билән тамамлиниду.
Әтләс тоқушта, алди билән пилә ғозики қайнитилип йипәк тартилиду, тартилған йипәк бириктүрүлүп йип егирилиду, андин өрүш йипи билән бағлинип түркүмгә айрилип бойилиду, гүл нусхиси лайиһәлинип, чегилип, йип айрилип урчуқта (йипәк тоқуш машинисида) тоқуп чиқилиду. Һазирму қисмән кишиләр заманиви йипәк тоқуш машинисини ишләтмәй, әнәниви әтләс тоқуш һүнири — нәччә миң йил бурунқи әҗдадларниң қалтис һүнирини сақлап қалмақта. Ашу әтләсчиләрниң қәлбидә өз қолида тоқуп чиққан әтләс һәргизму адәттики рәхт әмәс әмәс. Бәлки һайатлиқниң әслий мәниси вә қәдимий мәдәнийәттур.
Уйғур қол һүнәрвәнчиликидә әтләс тоқушниң қачан барлиққа кәлгәнлики һәққидә һәр хил қарашлар бар.
Алимларниң дәлиллишичә, Шинҗаңда әтләсниң кәшип қилиниши 2930 йиллиқ тарихқа игә икән.(«Шинҗаң гезити»ниң 1998-йил 3-айниң 24-күнидики сани).
Грек тарихчиси Унескирдос билән Неаркос йазған «қирғақ бойлап деңиз сайаһити» (тәхминән миладийәдин илгирики 325-йили йезилған) дә Ғәриб әллири ишлитидиған йипәк вә төмүрләр сирттин келиду, дийилгән. Миладийәдин илгирики 400-йиллири туғулған Кинфосниң «Етирийә» дегән әсиридә «Серис» дәп йезилған. Шуниңдәк һомерниң «одесса» дастанидиму, Серистин импорт қилинған таварлар арисида төмүр вә көн қиримлар бар дийилгән. Андин йәнә түрлүк төмүрләр ичидә Серисниң төмүри бәк есил, серислиқлар һәр хил йипәк маллириға қошуп, көн-қиримларниму бизгә импорт қилиду, дәп қәйт қилинған. Қасим Арш әпәнди «Йипәк ели-Хотән тоғрисида» намлиқ мақалисидә Ғәриб алимлириниң «Серис»ниң орни тоғрисидики байанлирини селиштуруп тәтқиқ қилғандин кейин «Рим вә Йунан алимлириниң хатирилиридин шуни көргили болидуки, Серисниң җуғрапийәлик орни Оттура Асийа вә Шинҗаңға тоғра келиду. Бизгә шу нәрсә мәлумки, қәдимдин тартип Оттура Асийа вә Шинҗаңда әң балдур пилә-йипәкчилик раваҗланған йәр-Хотәндур. Демәк, Йунан Рим алимлири ейтқан йипәк ели-Шинҗаң, йәниму очуқрақ ейтсақ, әнә шу Хотән икәнликидә гуман болмиса керәк» дәп көрситиду. Елимиз алими Җйән Бо Чуән техиму илгирилигән һалда издинип Ғәриб алимлириниң әсәрлиридә тилға елинған серис-йипәк елини «һазирқи Шинҗаң, җүмлидин Қәшқәрни мәркәз қилған һалда Хотән, Йәркәнни көрситиду» дәп муәййәнләштүрди. «Шинҗаң иҗтимаий пәнләр тәтқиқати» журнилиниң сабиқ баш муһәррири, тәтқиқатчи Йин Чиң әпәнди қәдимки Ғәриб алимлири нәзәридики «Серис», «Сериндийә» (йипәк ели) һәққидә тәпсилий мулаһизә йүргүзгәндин кейин, римлиқларниң таки миладийә 7-әсирләргичә пилә беқиш, йипәк чиқиришни билмәйдиғанлиқи, йипәкни «Сириндийә»-Ғәрибий йуртқа җайлашқан Хотән қатарлиқ җайлардики дәрәх ғазаңлиридин чиқиду, дәп қарап кәлгәнлики, кейин Тарим вадисидин кәлгән раһиблардин йипәк пилә қуртидин чиқидиғанлиқини уқуп, ашу раһибларни ишқа селип, пилә уруқини оғрилитип кәлгәндин кейин, андин Рим (Ғәрибий Асийа) да пилә-йипәкчиликниң өзләштүрүлгәнликини байан қилиду. Буниңдин қариғанда, қәдимки әҗдадлиримиз миладийәдин хели илгирики вақиттин башлапла йипәк содиси билән шуғуллинип Шәриқ билән Ғәрибниң иқтисад, мәдәнийәт алмаштурушида муһим рол ойниған.
Улуғ тилшунас алим Мәһмуд Қашғәрий «Түркий Тиллар Дивани»да 18хил йипәк рәхтниң намини атап өткән болуп, бу рәхтләрниң келиш мәнбәсигә берилгән изаһатлардин қариғанда, униң хели бир қисми Тарим вадисида ишләп чиқирилидиған рәхтләр икәнликини биливелишқа болиду. «Диван»да йипәк рәхт, бөз рәхт, гүллүк бөз рәхт, йуң рәхтләр һәққидә мәлумат берилгәндин сирт, «Йатуқ» дәп атилидиған өрүши йуң йип, арқиқи бөз йиптин тоқулидиған арилаш тоқулма рәхт вә йәнә бир мунчә тоқумичилиқ сайманлири һәққидә мәлумат берилгән. «Чәкин» дегән сөзгә «Йипәк рәхткә зәр бесиш», «Сувлуқ сачулади» дегән сөзгә: Лөңгә чучилиди (йәни лөңгигә чуча чиқарди) дәп изаһ берилгән. Демәк, шу чағларда зәрлик йипәк рәхтләр барлиққа кәлгән. «Түркий тиллар дивани» дунйаға келиштин сәл бурунқи, йәни Ғәзнәви ханлиқи миладийә 1050-1053-йилларда Абдул Һәййә бинни Зәһһак Гәрдизи тәрипидин йезилип, һазир Оксфорд унверситетиниң күтүбханисида сақлиниватқан «Зәйнул-әхбар» дегән әсәрдә Тарим вадисиниң өз заманисидики пилә-йипәкчилик ишлириға аит мундақ мәзмунлар хатириләнгән: «Хотән шәһиридә мевә-чевә бәк көп, буғдай, арпа, кава, кунҗут, үҗмә, әнҗүр өстүрилиду. Йипәк наһайити тола, кишиләрниң көпинчиси йипәк кийим кийиду, үҗмә наһайити көп, бәзи адәмләрниң 2000 түптин артуқ үҗмиси бар. Уларниң дәрйасидин қаштеши чиқиду, Хотән райуниниң һәммә йеридә түгмән бар, һәммә түгмәндә астинқи таш чөргиләйду, үстидики чөргилимәй җим туриду. Түгмәндә йипәктин йасалған әлгәк бар. Ун су күчи билән тасқилиду, ун астиға чүшсә, кепики үстидә қалиду.»
(Мәмитимин Сабир: «Уйғур қол һүнәрвәнчилик рисалиси-әтләсчилик», Шинҗаң хәлқ нәшрийати, 2007-йил 11-ай нәшири, 8-9-19- 20-бәтләргә қараң).
Һеҗирийә 550-йили Мәһҗури тәхәллуслуқ бир шаир тәрипидин Ақсу Айкөл йезисида нәзм шәклидә қайта йезилған «Султан елиф ата тәзкириси»(қолйазма)ниң мәзмуни бундин миң нәччә йил бурунқи Қараханийлар сулалиси қошунлири билән Удун қушунлири оттурисидики җәң вәқәликлирини ипадиләшкә беғишланған болуп, тәзкиридики Ақсуниң Ават наһийәси әтрапидики бир шәһәргә бекинивалған Удун қошунлири вә уларниң падишаһи Кай Какилға қарши урушта һийлә ишләткәнлики байан қилинған қисмида мундақ мисралар йезилған:

Бадилдар Сийавуш қәләндәрдәк болдилар,
Қара әтләс әңлидә, толум султа қолида.⑤
……

Тәзкиридә муәллип удунлуқлар кийгән кийимниң йипәк рәхттин тикилгән әтләс икәнликини дийиш билән биргә, «Қара әтләс» дәп аташ арқилиқ әтләс рәңгиниң қандақ икәнликиниму нәзәрдин сақит қилмиған.
Тарихий хатириләрдин қариғанда, милади 10-әсирдә Удун бәглики Хотәндә тоқулған «Рәңдар кимхаб», «Дурдун» қатарлиқларни оттура түзләңликкә елип берип сатқан.⑥
«Ғәрибий райун тоғрисида хатириләр» дегән китабта(2-җилид): «Хотәндә йава пилә интайин көп, униңдин тоқулған шайи, әтләс, чучунчиләр интайин пишшиқ, парқирақ вә есил болиду» дейилгән. «Суң Муниң уйғурлар һәққидики көргән-аңлиғанлири» дегән китабта йезилишичә: «Уйғурлар йипәк чиқириду, мәшүт йип тартиду, рәңдар йипәк кийим кийиду, йәнә калавтун ишләшкиму маһир болған. Хотән уйғурлири әнә шу калавтун билән кимхаб тоқуш сәнитини иҗад қилип, мәмликитимизниң йипәк тоқумичилиқ тарихида йеңи сәһипә ачқан вә әтрапидики җайларға чоңқур тәсир көрсәткән…»⑦
Чәрчән зағунлуқ қәбристанлиқидин чиққан йипәк рәхт парчиси, Көнчи дәрйасиниң түвән саһилидики қәбристанлиқтин чиққан йипәк көңләк, йипәк боғма иштан, йипәк йағлиқ, йипәк халта қатарлиқларниң сани хелила көп… Аптонум райунлуқ археологийә тәтқиқат орни уларниң дәврини буниңдин 3000 йил бурунқи чағлар дәп һесаблиди… Дөләтниң нопузлуқ органлири тәрипидин буниңдин 90±2265 йил бурунқи дәвридин 95±1720 йил бурунқи дәврләргә мәнсуп икәнлики бекитилгән, Лоп наһийә Сампул қәбристанлиқидин кимхаб, шайи буйумлар, мәшут, шундақла җәсәтләрниң йүзигә, бешиға йөгәлгән мәшут вә шайидин тикилгән йазлиқ кийим-кичәк қатарлиқ һәмдәпнә буйумлар тепилди… Миладийә 3-әсирдин бурунқи дәвиргә тәәллуқ Нийә қәдимки харабисидин кимхаб, дарайи қатарлиқ йипәк тоқулма буйумлар тепилди.⑧
Қисқиси, йәр астидин тепилған мәдәний йадикарлиқлар вә тарихий мәнбәләргә асасланғанда, шундақ дийишкә болидуки, Тарим ойманлиқида пилә — йипәкчиликниң тарихи 2000 йилдин ашиду. Тарим ойманлиқиниң җәнубидики Хотән тәрәпләр пиличилик-йипәкчиликниң макани, шундақла, мәмликитимиздә йипәк чиқидиған мәшһур җайлардин бири.
Милади 15-әсирдә Мирза Абабәкри Хотәнгә һөкүмиранлиқ қилғанда, Хотәнниң нурғунлиған уста һүнәрвәнлирини, болупму әтләс тоқуйдиған уста һүнәрвәнлирини зорлуқ билән Йәкәнгә йөткәп барған, улар йәкәнликләргә әтләс тоқушни обданла өгитип қойған. Кропаткин «Қәшқәрийә» дегән әсиридә: «Хотәнниң йипәк санаити интайин тәрәққий қилған, мәшуттин башқа улар йәнә әтләс, бәқәсәм, шайи қатарлиқларни тоқуйалайду, Қәшқәр қатарлиқ җайларда өзи ишләпчиқарған йипәк билән өз еһтийаҗинила қандуралайтти һәтта өзигиму йәтмәйтти. Пәқәт Хотәнниң йипикила экспорт қилиниду, 1876-йили Оттура Асийағила 160 тай йипәк экспорт қилинған» дәп байан қилинған.⑨
Хотән әтлиси асаслиқи сериқ рәңни асас, ақ рәңни қушумчә қилиду. Бошлуқ орунлаштурилиши мувапиқ, нусха гүллири җулалиқ, буйиқи рушән вә иниқ болуп, күпинчә тәкти қара, гүли ақ йаки гүли қара, тәкти ақ болиду. Ақ қизил, ақ қара, ақ көк рәңләрни асас қилип,сериқ рәң, җүзә рәң, йақут рәң, майса рәңләрни қошумчә қилиду. Тәбиийлик хусусийити йуқири болиду. Йәкән әтлиси асасән җәлибкарлиқи күчлүк, йеңилиқ сизими йуқири рәңләрни қолланған болуп, йешил рәңни асас қилиду. Әтләс йүзигә тәкши, рәтлик, кәң-тарлиқи охшимайдиған йол чиқириш, бир-биригә мунасип йоллуқ гүл нусхилирини қойуш вә бир-бири билән рәң талашчанлиқи күчлүк болған рәңләрни кириштүрүш арқилиқ тоқулиду.⑩
Хотәндики көп қисим наһийәләрдә әтләс тоқулиду. Лекин асаслиқи Лоп наһийәсиниң Җийа йезисиға мәркәзләшкән. Җийа йезиси Йуруңқаш дәрйасиниң қирғиқиға җайлашқан болуп, пиличилик райуни, шундақла шайи, әтләс мәркизи. Бу йезида һәммә адәм әтләс тоқуйалайду. Бу йәрдә қиз-йигитләр җура таллиғанда, қарши тәрәпниң әтләс тоқушни билидиған — билмәйдиғанлиқини, һүнириниң қандақлиқини сүрүштүрүш әнәниси сақлинип қалған.⑪
Әтләсниң асас рәңгиваси бир хил болсиму, лекин уйғур айаллириниң йаш алаһидиликигә мас һалда униңға һәр хил рәңләрни маслаштуруп тоқулиду. Қара әтләсниң тарихи наһайити узун болуп, бу хил әтләстә көп һалларда оттура йаш, йашанған айаллар көңләк кийиду. Қизил әтләсниң гүли қизил, теги ақ йаки сериқ болиду. Рәңги шох болуп, йашлиқ баһариға символ қилинған. Уни қиз-чоканлар йахши көриду. Сериқ әтләсниң гүли сериқ келиду, арилашма рәңлик әтләсниң теги садда, нәпис. Сериқ әтләс билән арилашма рәңлик әтләстә йаш-оттура йашлиқ айаллар көңләк тикип кийишигә мас келиду. Ундин башқа зәйтунә әтләс, йешил әтләсләрму барлиққа кәлгән болуп, оқуш йешидики қизларниң көңләк тикип кийишигә мас келиду.⑿
Хотәндә әтләс үрүш бойақчилиқи вә әтләс тоқумичилиқиниң барлиққа келиши һәргизму тасаддипи йүз бәргән әмәс. Униң барлиққа келишидә, әҗдадлиримизниң йуң вә бөз бойақчилиқ усуллири техникилиқ асас йаритип бәргән болса, уларниң һәр хил рәңләрни йахши көрүш писхикиси идийәви асас йаритип бәргән. Ениқрақ ейтқанда, әҗдадлиримиз буниңдин 3 миң йиллар бурун қайнатма бойақ техникисини, 2 миң йиллар бурун чилима бойақ(соғуқ бойақ) техникисини вә тәбиий маддилардин пайдилинип бойақ чәккиләш техникисини барлиққа кәлтүргән, йәни һәр хил рәңдар йип йаки рәхтләр қайнитип бойалған болса, һәмзәк теги чилима бойақ усули арқилиқ һәмзәк гүли бойақ чәккиләш арқилиқ барлиққа кәлтүрүлгән. Буниңдики чәккилигүчи бойақ арқилиқ бойақ чәккиләш усули кейинки вақитта әтләс үрүшигә чәгмәк чегиш арқилиқ бойақ чәккиләш әмәлгә ашурилидиған чәгмә бойақ усулиниң барлиққа килишигә техникилиқ асас йаритип бәргән… Мурәккәп арилаш бойақчилиқ техникиси (йәни, әтләс ишләпчиқириш техникиси) гәрчә аддий ишләпчиқириш сайманлири асасида барлиққа кәлгән болсиму, лекин шу дәвирниң бир қәдәр қалақ иҗтимаий ишләпчиқириш сәвийәсигә рошән селиштурма болған һалда, дәвир һалқиған илғар техника вә йуқири сәнәт қиммитини өзигә муҗәссәм қилған.⒀
Әтләсниң адәттә кәңлики 40 сантиметр, узунлиқи 6 метр 30 сантиметр болуп мәйли бәдини чоң айаллар болсун йаки қиз балилар болсун, униңдин пәқәт бир көңләк тикишкила болиду. Әгәр бирдин артуқ көйнәк тикишкә тоғра кәлсә, униң гүли маслашмайду. Әтләсниң гүли узун, бәзиси икки қатар, бәзиси үч қатар келиду. Униң рәңги интайин шох болуп, чәт йақидики қумлуқ мәнзирисигә қарита күчлүк селиштурма шәкилләнгән.
Әтләсниң гүл нусхилири қаримаққа романтик көрүнсиму, лекин униң келиш мәнбәси йәнила турмуштин кәлгән. Мәсилән, Шинҗаңниң даңлиқ бадам, анар, үзүм қатарлиқ мевә-чевә гүл-чечәклири, дәл-дәрәхләрдин тилинған тахтайларниң йүзидики тәбиий излар; Ара, тарғақ, сүзгүгә охшаш деһқанчилиқ вә турмуш буйумлириниң шәкиллири; Шуниңдәк аз санлиқ милләт чалғулириниң нәқишлири қатарлиқлар.⒁
Әтләс гүлиниң өрнәк обйектлири мундақ бир қанчә түргә айрилған:
Биринчи түри, тәбиәт җисимлири вә тәбиәт һадисилири өрнәк қилинған гүл нәқишләр: һилал ай, йултуз, кәлкүн, булут, чақмақ шәкил көрүнүшлири;
Иккинчи түри, өсүмлүк өрнәк қилинған гүл нәқишләр: бадам, амут, алма гүллүк нәқишләр;
Үчинчи түри, ишләпчиқириш қураллири өрнәк қилинған гүл нәқишләр: орғақ гүл, мевә гүл қатарлиқлар.
Төртинчи түри, һайванат әзалири өрнәк қилинған нәқишләр: қоқчирақгүл, бөрәкгүл, уйкөзи гүл қатарлиқлар;
Бәшинчи түри, чалғу әсваблар өрнәк қилинған гүл нәқишләр: раваб, нағра қатарлиқлардин ибарәт.⒂
Бу нәқишләр Хотән вә Йәкәнниң күчлүк йәрлик алаһидиликигә егә болуп, у Хотән хәлқи турмушиниң гүзәл кийим-кечәк сәнитидә әкс етишила әмәс бәлки, Хотәнниң мевә-чивә макани, нахша-уссул макани екәнликини ипадиләп бириду.
Әтләс сипта, йумшақ, йәңгил болуп, уңайлиқчә рәңги өңүп кәтмәйду, созулуш, сүркилишкә чидамлиқ, йуйуш, тазилашқа әплик. Тәр сүмүриду, иссиқ нәмлик шараиттиму бәдәнгә раһәтбәхш етиду. Нур қайтуруп кишигә салқинлиқ беғишлайду, йаз пәслидә униңдин кийим тикип кийишкә таза бап келиду, йаришимлиқ болуп, уни кийгән айалларға латапәт һәм һөсин қошиду. Әйни чағда, шайи-йипәкчилик тоғрисида рисалә пүтүлгән болуп, рисалидә шайи- йипәкчиликниң Хоҗа Исмайил Хотәни, Хоҗа Сәлим Қәшқири, Муқийим Йәркәнди қатарлиқ 17 пир-устазниң нами тилға елинған. Шайи — йипәкчи устилар мәшғулат давамида һәр бир иш һалқисда бу пир — устазларниң намини зикри қилиду. Мошу сәвәптин авам хәлиқ йипәк мәһсулатлирини паклиқ, һалаллиқниң символи; Йипәктин ишләнгән кийимләрни көз тегиштин, кесәлликтин сақлайду, сағламлиқни асрап, бәдәнгә раһәт беғишлайду, дәп билиду. Шуңа әйни чағда уйғур айаллири әтләс кийимләрни әтиварлап кийгән. Уйғурларниң шеир, дастан, һекайилиридә катта кишиләр, мәсилән: орда әмәлдарлири вә бай — помишчикларниң айаллириниң әтләс көңләкләрни әтиварлап кийип, һәр хил катта сорунларға йаки мәшрәпләргә қатнашқанлиқи байан қилинған.
Әтләс кийимләрниң абройи йуқарқидәк йуқири болсиму лекин, йеқинқи йиллардин буйан уни кийидиған айаллар барғансири азлап кәтти. Бу хил әһвалға асасән, Аптунум райунимизниң һәр қайси җайлирида миллийчә кийиниш асаси тема қилинған хилму-хил паалийәтләр елип берилип, миллий кийим — кичәкләрниң җәмийәттики орни йуқири көтүрүлди. Буниң ичидә болупму, әтләстин тикилгән кийимләр уйғур айаллириниң иһтийаҗини чиқиш қилип, әнәнивийликни сақлап қалған асаста һазирқи заманға маслаштуруп техиму көркәм һәм нәпис қилип тикилгәнликтин, айалларниң әң йақтуруп кийидиған кийими болуп талланди.

Изаһат:
①⒂Аббас Нийаз, Әкбәрҗан Мамут:»Толуқсиз оттура мәктәпләр үчүн тил-әдәбийаттин омумий тәкрар йитәкчиси» (қош тиллиқ синиплар үчүн), Шинҗаң хәлқ баш нәшрийати, Шинҗаң хәлқ сәһийә нәшрийати,2011-йил 12-ай нәшри,10-11-бәтләргә қараң.
②Ла Дишең баш түзгүчиликидики, Халиқ Авут қатарлиқлар тәрҗимә қилған: «Шинҗаң һәққидә һекайиләр»(иккинчи қисим), Шинҗаң хәлқ нәшрийати,2013-йил 4-ай нәшири, 155-156- 157-158-бәтләргә қараң.
③Башланғуч мәктәп 5-йиллиқларниң йәрлик дәрслики «Шинҗаң- өчмәс тарих» (1-қисим), 13-бәткә қараң.
④⑦Қасим Ариш:»Йипәк ели-Хотән тоғрисида», Шинҗаң Дашө(Унверситети) илмий журнили иҗтимаий пән қисми), 1982-йил 2-сан 53-55-бәткә қараң.
⑤⑧⒀Муһәтимин Сабирниң «Хотән йипәкчилики» намлиқ мақалисигә қараң. «Дунйада бирла Хотән бар» намлиқ йүрүшлүк китабниң «Йипәкчилиқ, қаштеши, гиләмчилик» түри, йәни 4- қисмиға киргүзүлгән. Шинҗаң хәлқ нәшрийати, 2003-йил 8-ай нәшри. 6-51-138-бәтләргә қараң.
⑥⑨⑪⑿»Гөһәр земин Хотән», Шинҗаң гүзәл сәнәт, фото-сүрәт нәшрийати, 1995-йил 11-ай нәшри, 267-268- бәтләргә қараң.
⑩⒁Абдурешит Зунун қатарлиқлар түзгән: «Шинҗаңниң миллий кийим вә гүл бизәклири» намлиқ китаб, Шинҗаң хәлқ нәшрийати, 2009-йил 10-ай нәшири, 24-25-бәтләргә қараң.

Хизмәт орнум: Қарақаш наһийә Түвәт йеза башланғуч мәктәп
Мәнбә: Йазғучилар тори