8- usy
Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити Армийәсиниң баш министири Сабит Дамоллам тутқун қилинғандин кейинки мустәқиллиқ урушлири
(8)
Муһәммәт Турсун Уйғур
(Давами)
Қисим икки күн йол йүрүп Мәкиттин өтүп, Йәкәнниң Лайлиқ дегән йеридә үч-төт күн туриду. Бу вақитта Ақсу, Учтурпан, Шайар, Куча қатарлиқ җайлардики әскәр вә пида’ийларму келип, җәмий 3500 киши җәм болиду. Мана бу кишиләр Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң ахирқи рәһбәрлири, мәмурий хизмәтчилири вә қомандан-әскәрлири иди.
Бу җәрйанда разведка қилиш арқилиқ Йәкәндиму Совет әскәрлириниң барлиқи мәлум болиду. Демәк, пүтүн әтрап қоршалғаниди. Абдунийаз Камал мана мушундақ әһвалда, 1937-йили 9-айниң 18-күни штаб кадирлири, һәрқайси полк командирлири вә мәслиһәтчиләрни йиғип чоң бир йиғин ачиду. Йиғинда қандақ қилишни музакирә қилиду. У көпчиликниң пикрини аңлиғандин кейин мундақ дәйду: «Ака-иниләр, қериндашлар, сәпдашлар, достлар! Урустәк чоң дөләтниң механикилашқан қисимлири, йәни айропилан, танка, броневиклар билән қоралланған әскәрлири дөлитимизгә бесип кирмигән болса, хәлқимизниң әшәддий дүшмини болған хитайниң Шең Шисәй һөкүмити вә униң йалақчилирини йоқитишимиз һеч гәп әмәс иди. Әпсус, Совет коммунистлири езилгән әлләргә йардәм бериш байриқини көтүрүвелип, езилгән хәлқниң зулумға қарши һәрикитини бастуруватиду. Қисқиси, тәқдир бизни начар әһвалда қалдурди. Музакирә җәрйанида мән билән җапалиқ җәңләрдә биргә болған бәзи кишиләр орусларниң алдиға берип тәслим болайли десә, йәнә бәзиләр чәт әлгә, йәни Һиндистанға қечип кетәйли, деди. Мениңчә бу хил пикирләр интайин хата. Биз Йәкәнниң Қачуң дегән йеридә қозғилаң көтүрүп, Йәкән вә Қәшқәр вилайитидики бирнәччә милйон хәлқни азад қилдуқ. Ақсу, Шайар, Тоқсу, Куча, Бүгүр, Корла һәтта Қарашәһәр қатарлиқ җайларда қәһриманларчә уруш қилип, һөркиригән Шең Шисәй һөкүмити вә униң арқа терики — орус әскәрлиригә қақшатқуч зәрбә бәрдуқ. Әмди шоралар һөкүмити дәп нам алған бу болшевиклар (Совет һөкүмити) бизниң ишимизға арилишип, инқилабимизни мәғлубийәткә йүзләндүрди. Биз еғир күнләрдә биргә җәң қилған, бир нанни тәң йегән достлиримизни, пида’ийлиримизни, сәпдашлиримизни, хәлқимизни, өз вәтинимизни ташлап, сесиқ җенимизни елип чәт әлгә қачамдуқ? Өзимизниң Вәтинини ташлап қечиш хитайдәк таҗавузчиларға қарши тиғ көтүргән биз Шәрқий Түркистан Армийәсигә сәт әмәсму? Бизму бир нан йесәк тойимизғу? Немә үчүн җәң қилдуқ? Немә үчүн миңлиған достлиримиз уруш мәйданида шеһит болди? Биз чәт әлгә қачсақ қийамәт күни уларниң йүзигә қандақ қараймиз? Өлүп түгәймизки, һәргизму чәт әлгә қечип сәтләшмәймиз. Мәхмут Муһити акимиз җенини елип чәт әлгә қечип немигә еришти? Һәтта бизгә бирәр парчә хәтму йазмиди. Бизму чәт әлгә қачсақ шу адәмгә охшаш сәт күн’гә қалимиз. Мән Шәрқий Түркистан Армийәсиниң баш қомандани, пүтүн ишларни мениң буйруқум билән қилдиңлар. Шең һөкүмити вә орусларниң дүшмини — мән Абдунийаз. Әзиз қериндашлирим, мушу са’әттин башлап силәрниң тарқилип өз алдиңларға панаһлинишиңларни буйруймән. Әлвәттә, аққан қанлиримиз бикарға кәтмәс, кейинки әвладлиримиз бу ишларни әсләр, бизниң интиқамимизни алар, мәндин рази болуп кетиңлар, Аллаһ тиниңларни саламәт қилсун».
Бу вақитта баш қомандан Абдунийаз Камалниң сөзини аңлиған әскәрләрниң көңли бузулуп қаттиқ йиға-зарә қилишип Лайлиқ кәнтни бир алған. Бәзи әскәрләр «Бундақ җанни көтүрүп йашиғучә өлүпла түгәшкиним йахши…» дегәндәк қаттиқ талаш — тартишлар болған. Абдунийаз Камал бу әһвалларға қарап әскәрләрниң қолидики барлиқ оқларни йиғип, санап, һесаблап көргәндин кейин, Учтурпанлиқ полк командири Абдулла, униң бир қоғдиғучиси қатарлиқ: «Мән баш қомандан Абдунийаз Камал билән биргә өлимән, өлсәк биргә өлимиз, қутулсақ биргә қутулимиз» дәп қәтий тәләп қилип турувалған 300 әтрапида пида’ий әскирини елип қелип, қалған барлиқ әскәр, рәһбәр вә мәмурий хизмәттикиләрни тарқилип кетишкә буйруқ чүшүриду.
Абдунийаз Камал қолидики әскәрләрни тарқилип кетишкә буйруғандин кейин, атушлуқ полк командири Кичик Ахун[1] 1600 әскәрни башлап Йәкән’гә берип, Совет әскәрлиригә тәслим болиду. У Йәкәндә икки күн ихтийари туруп 3-күни ғайиб болиду.
Абдунийаз Камал шуниңдин кейин ойлинип, 300 әскири билән Хотән’гә берип, йәнә Ма Хусән қисимлири билән бирлишип, андин уруш қилмақчи болиду. Шуңа у Йәкәндә йол тосуп йатқан Шең Шисәй вә Совет иттипақи армийәсигә йәнә бир қетим һуҗум қилип, дүшмән қоршавидин бөсүп өтүшкә урунуп бақмақчи болиду. Шундақ қилип һечқандақ чиқиш йоли қалмиған Абдунийаз Камал ахирқи қетим 300 әскири билән өзлири йасивалған оқларға тайинип дүшмәнниң нәччә миң кишилик бирләшмә қошуниға һуҗум қилиду. Бу тәңсиз уруш наһайити қаттиқ болиду. Абдунийаз Камал сәпниң алдиға өтүп, пүтүн җасаритини йиғип, батурлуқ билән наһайити қаттиқ уруш қилиду. Әпсуски, дүшмән қошуни көп болғанлиқтин қоршавни бөсүп өтәлмәйду. У шуниңдин кейин һайат қалған сәккиз-он әскири билән җәң мәйданидин йенип чиқиду.
Абдунийаз Камал вә униң 300 әскириниң һәйран қаларлиқ дәриҗидә шунчә шиддәтлик һуҗум қилиши һәм қораллириниң шунчә аддий болушиға қаримай, у қәдәр қарамлиқ билән уруш қилиши Шең Шисәйниң хитай әскәрлириниму, Совет иттипақиниң рус әскәрлириниму һәйран қалдуриду һәм қорқутиду. Шуниң үчүн Абдунийаз Камал җәң мәйданидин чекинип чиққанда, гәрчә униң ондәк әскири қалған болсиму, Хитай вә Совет иттипақидин ибарәт икки дөләтниң нәччә миң әскири униң арқисидин қоғлашқа петиналмайду.
Абдунийаз Камал җәң мәйданидин чекинип чиққандин кейин йенидики әскәрлири билән партизанлиқ уруши қилип, күрәшни ахириғичә давамлаштурмақчи болиду. Баш қомандан генерал Абдунийаз Камал вә униң йенидики ондәк әскәр Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити дөләт армийәсиниң ахирқи қомандани вә әскәрлири иди.
Давами бар…
________________________________________
[1] Кичик Ахун: астин атушлуқ болуп, тәхминән 1892-йили туғулған. Әсли кәспи тумақчи.