Оттура әсирдики уйғур дипломатлири
автор: Ғәйрәтҗан Осман
Оттура әсирдә уйғурлардин бирқанчә мәшһур дипломатлар йетишип чиққан, шәрқ-ғәрб мәдәнийәт алмаштурушиға көрүнәрлик һәссә қошқан. Буниң ичидә Корейә билән Җуңгониң мәдәнийәт алақисигә һәссә қошқанлардин Ше Сүн 偰逊, Ше Чаңшов 偰长寿, Шеси偰斯 қатарлиқларниң хизмәтлири алаһидә болуп, әсләшкә тегишлик.
Бу үч зат Тунюқуқ әвладлиредин болуп, бу йәрдә алди билән уларниң нәсәб тарихи тоғрулуқ тохтилимиз.
Тунюқуқ түрк ханлиқи дәрвидә өткән даңлиқ һәрбий сәркәрдә, сиясийон болуп, Ашид қәбилиседин келип чиққан. Ашид қәбилиси түрк ханлиқи дәвридә хан җәмәти қәбилиседин һесабланған Ашна қәбилисидин кейинла туридиған икки йетәкчи қәбилиниң бири еди, шундақла бу қәбилә қәдимки диңлиңлар билән биваситә қандашлиқ мунасивити болған қәбилә еди. у Ашна қәбилиси билән қуда-баҗилиқ мунасивәттә болған.
Тунюқуқ кичигидин зерәк, әқиллиқ, җәсур йигит болуп өскән, шундақла һөкүмранлар тәбиқисиниң муһим бир әзаси болуп, Билгә Тунюқуқ дәп аталған. Өсмүрлүк чағлирида өз заманисиниң дипломатийә қаидисигә асасән Таң сулалиси ордисида туруп тәрбийиләнгән һәм Ашнайүәнҗен 阿史那元珍 дегән хәнзучә исимни қолланған. (Лекин, бәзиләрТунюқуқ билән Ашна Йүәнҗенни айрим-айрим икки адәм дәпму қарайду.) Түрк ханлиқи ордисиға қайтип кәлгәндин кейин дәсләптә апатарқан кейин бойла бағатарқан… дегән мәнсәпкә мушәррәп болған. Тунюқуқ йирақни көрәр әрбаб болуп, яш чағлирида һәрбий вә сиясий ишларға қизғин иштирак қилған. «Тунюқуқ мәңгү теши»ниң 6- қурида бу тоғрулуқ мундақ мәлумат қалдурулған: «Мән уни (Қутлуқни) хақан болушқа дәвәт қилдим. Мәнки Билгә Бойлабаған Тарқан… Елтериш хақан билән бирликтә җәнубта Табғачлардин, шәрқтә Қитанлардин, шималда Оғузлардин көп өлтүрдуқ, (шу чағдиму) ләшкәрләр башлиқи, әқилдари мәнла едим», 51-52- қурда болса «Қапаған Қаған 27 яш вақтимда мән Қапаған хақанға ярдәмлишип, уни тәхттә олтурғуздум. Түнлири хатирҗәм ухлиялмидим, күндүзи хатирҗәм олтуралмидим, қизил қанлиримни төктүм, қара тәрлиримни ақтурдум, мән дөләт ишлири үчүн күчүмни қоштум.» Тунюқуқ ғәрбий түрк ханлиқиниң хақани елтериши (691-?) қағанниң қәбилиләрни бирләштүрүп, түрк ханлиқини әслигә кәлтүрүшигә һәмдәмдә болған Вәуниң сәлтәнәт дәври (683-691- йиллар) дин тартип Қапаған қаған (716-?)ниң сәлтәнәт дәври (691-716), Билгә қаған (684-734) ниң сәлтәнәт дәври(716-734) гичә болған түркләрниң үч хақаниға баш вәзир болған.
Түрк ханлиқи миладийә 552- йили Түмән хақаниниң сәлтәнәт тәхтигә чиққанлиқини бәлгә қилған һалда бир мәзгиллик бөлүнүшни һесабқа алмиғанда 744- йилиғичә мәвҗуд болған. Миладийә 741 — 742- йиллири мәзгилигә кәлгәндә, уйғурлар басмил вә қарлуқлар билән бирлишип, өзлирини оң-сол ябғу дәп атап, кейинки түрк ханлиқиниң қағани Үзмиш қағанни өлтүрүп, басмилларниң ақсақилини «Елтериш қаған»қилип тикилгән, буниң билән миладийә 744- йили 8- айға кәлгәндә, «Баянчур қаған мәңгү теши» билән «Терхин мәңгү теши» да көрситилгәндәк көл бойла вә униң оғли Әлетмиш (Баянчур) қағанларниң тиришиши арқисида вуҗудқа кәлгән үчинчи уйғур ели — Орқун уйғур ханлиқи вуҗудқа кәлгән. Уйғур ханлиқи қурулғандин кейин уйғурлар түркләрниң асаслиқ қәбилилирини өзлиригә қошувалған. Буниң ичидә, Тунюқуқ җәмәти мәнсуп болған Ашид қәбилисидикиләр вәзирлик имтиязиға егә қәбилә болуп, уйғур ханлиқи қурулғандин кейин, яғлақар қәбилисидин чиққан ханлар әнәниви түркий мәдәнийәтниң тәсири түпәйлидин, Ашид қәбилисиниң вәзирлик мәнсипигә олтуғузушни қарарлаштурған. Бу хил муһим қаидә улуғ сәркәрдә вә қабил вәзир Тунюқуқниң бир әсиргә йеқин тилларда дастан болғудәк қәһриманлиқларни көрситип, түркий тиллиқ хәлиқләрниң йүксәк һөрмитигә еришкәнлики билән техиму мустәһкәмләнгән. Уйғур ханлиқи қурулғандики Тунюқуқниң өлгән яки һаят екәнлики тоғрисида ениқ материял йоқ. Хәнзучә тарихнамиләрниң биридә 80яшларға кирип өлгән дейилсә, йәнә биридә 120 яшларға кирип аләмдин өткән дейилгән. Лекин, униң уйғур ханлиқи қурулғандин кейинки бирқанчә он йил ичидә һаят икәнликини испатлайдиған материялларму бар. Ашуларға асасланғанда, уйғур ханлиқи қурулғанда, Тунюқуқ түркләрниң питирап кәткән бәзи қәбилилири билән шәрқ вә ғәрб тәрәпкә кәтмәй уйғур қәбилилири арисида қалған, шундақла ханлиқни иттипақлаштуруш, қәбилилирини тинчландуруш үчүн уйғур хақани йолға қойған сиясәткә асасән Тунюқуқ ханлиқ ордисида муһим хизмәткә тәйинләнгән. Йүән сулалиси дәвридә өткән муәллип Ов Яңшүән язған «Қочолуқ Ше җәмәтедикиләрниң тәрҗимиһали» 高昌偰氏家传 намлиқ китабта шуниңдин башлап «Тунюқуқниң оғул нәврилири уйғурларниң вәзирлири болған» дейилгән. Таң сулалисиниң Тйәнбав йиллирида (742 — 756- йиллар) мәркизий җуңго районида «Әнлушән — Шисимиң (өңлүк-сөйгүн) топилиңи» йүз берип, пайтәхт лояң топилаңчи қошуниниң қолиға чүшүп кәткән. Уйғур ханлиқи тәклипкә бинаән атлиқ қошунни ярдәмгә әвәткән, қошунниң қомандани Тунюқуқ билән уйғур ханиниң шаһзадиси болған. Топилаң мувәппәқийәтлик бесиқтурулғандин кейин Тунюқуққа «Устаз вә әләмгә садиқ бәг» (ваң)大师忠武 дегән шәрәплик нам берилип,»Әмирмимар»司空 дегән пәхри әмәл берилгән. Бу ишлар 756- йиллири болған. Тунюқуқниң 120 яшқа кирип аләмдин өткән дегән баяни Овяңшуәнниң китабида учрайду. Бир қатар әһвалларға асасән Тунюқуқниң яшиған йиллирини миладийә 688 — 780- йиллири дәп пәрәз қилишқа болиду.