Әзиз Әйса Әлкүн: «Миллий кимликимизни сақлаш өзимизгә бағлиқ»
Бу мақалини уйғур йезиқида көрүш үчүн бу учурни бесиң: http://www.azizisa.org/elkun_uyghur_milliy_kimlikini_saqlash.pdf
Илавә: Әзиз қериндашларниң оқушиға тәқдим қилинған ушбу сөһбет хатириси болса Қазақистан җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң 2018-йиллиқ 1-март күнидә нәшир қилинған «Әзиз Әйс Әлкүн: ‘Миллий кимликимизни сақлаш өзимизгә бағлиқ’ намлиқ мәхсус сөһбет хатирисиниң толуқ нусхиси.
Абдулҗан Азнбақийев
1. Сизниң Қазақстанда «Йәттису уйғур музика мәктипи» қуршиңизға немә сәвәб болди?
— Сиз сориған бу соал өз ана вәтинидин узақтики Әнгилийәдә 20 йилға йеқин мусапир болуп яшап келиватқан бир уйғур балисиниң һаятлиқ кәчмишигә бағлинип кәткән бир узақ һекайәдур. Шундақтиму мән имкан қәдәр бу соалиңизға қисқа вә чүшнушлук қилип җаваб беришкә тиришай. Мән 1999-йили ана-втитидин айрилдим, 2001-йили Лондонға келип көчмән болуп йәрләштим. 2003- йили мән Лондонда компиютер учур техникиси бойичә унверситетта оқувататтим. Шу вақиттики уйғур тили оқуғучум, кейинки қиз достум (һазирқи аялим) Рәйчел болса Лондон унверситити Шәриқшунаслиқ институтиниңң музика факултитида оқутқучи болуп ишләйтти. У бурун ана в титизгә көп қетим уйғур музикисини тәтқиқи қилиш үчүн барған болуп, бир қанчә йиллардин буян мушу саһәдә оқутуш вә тәтқиқат билән шуғуллинатти. Мән шу йили йәни 2003-йили июлда Рәйчел билән биллә тунҗи қетим уйғур музикисини тәқиқат қилиш мәқситидә Қазақистанға зиярәткә кәлдуқ. Бизниң шу қетиого сәпримиз болс Британийә пәнләр академийисиниң ярдәм бериши билән «Уйғуры 12 муқам» ниң Оттура Асий вариянтлирини тәкшуруп-тәқиқ қилиш мәқситидә елип берилған болуп, Қазақистано, Қирғизистан вә Өзбекиста қатарлиқ дөләтләрдики уйғурлар топлишип олтурақлашқан шәһәр вә юртларни, йез-қишлақларня зиярет қилиш, әли ичидики сәнәткарлар вә әл нәғмичиләр, мәшрәпчиләр, йегит башлири билән көрүшуш, улар билән сөһбәт елип бериш, қисқиси уйғур хәлқиниң тәвәрүк мәдәний мираслиридин товар болған уйғур 12 муқамини һаят хәлқ ичидин өгуниш вә тәқиқ қилиш иди. Мана мушу арзулиримиз билән биз 2013- йили июл ейида Алмутиға кәлдуқ вә Қазақистанниң шәриқидики Яркәнттин ғәрибидә таки Түркистан шәһригичә тәкшуруш,
Шу чағда бизниң уйғур нахша-музика вә мәдәнийитини тәтқиқ қилишқа кәлгәнликимиздин мәмнун болған уйғур театириниң әтни вақиттики дириектори Мурат Әһмәди әпәнди бизни қизғин қарши алди. Кейин уйғур театеридики мәрһум Азат Боржанов, усул тәтқиқатчиси Гүлнара Саитова ханим қатарлиқ уйғур театеридики сәнәт мутихәсисрлири вә музикантлар билән тонуштуқ. Биз Мурат Аһмәди әпәндигә Қазақистандики уйғур музика сәнитини тәтқиқ қилиш үчүн уйғурлар топлушуп олтурақлашқан йеза — қишлақларға бериш арзуйимизниң барлиқини ейтқинимизда, у уйғур театери намидин бизгә бу ишта ярдәмдә болидиғанлиқини билдурди. Шуниң билән уйғур театридин Абдусаттар әпәнди машина билән бизни Қазақистанниң шәрқидики уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан юртларниң һәммисигә елип барди. Бизнес шу қетимқи сәпримиз җәрянида әмгәчи қазақ наһийисидики челәк базиридин өтүп, яп- йешиллиққа пуркәнгән бир бостанлиқ уйғур юртиға келип қалдуқ. Абдусаттар бизгә бу юртниң наминиң Байсейит икәнликини вә бу юртта пүтунләй уйғурларниң яшайдиғалиқини еетип бизни Байсейит мәктипигә зиярәткә башлап маңди. Шундақ қилипдим Байсейит мәктипини зиярәт қилдуқ. Биз шу чағда мәктәпниң пишқәдәм музика оқутқучиси Әзиз Турдийев ака билән тунҗи қетим учураштуқ. Әзиз ака шу чағда мәктәпниң музика оқутишиға мәсул болуп ишләватқан пишқәдәм устазлардин бири икән. Әзиз акиниң бизгә ейтишичә у мәктәп бойичә музикида таланти бар оқуғучилар арсидин 30 нәччә оқуғучини таллап «оқуғучилар өмики» ни қуруп, уларға уйғур нахша-музикиллирини өгүтиветипту. Бу «оқуғучилар өмики» мәктәп оқутуш бинасиниң алдида бизгә уйғур хәлқ музика аһаңлиридин «тиңгирлаң» дегән пәдини орунлап бәрди. Мән нахша билән орунлиған бу дутар пәдисини син көрунишкә алған идим.
Биз Байсейит мәктипигә вә Әзиз акиниң оқуғучиларға көюнуп уйғур музикилирини өгитиши үчүн төккән меһнитгә һөрмәт вә миннәтдарлиғимизни билдурдуқ. Биз зияритимизни аяғлаштуруп, мәктәптикиләр билән хошалаштуқ вә Әзиз акиға бизниң өзидин айрим бир сөһбәт елиш оюмизниң барлиқини ейттуқ һәм мәктәптики оқуғучиларниң қийин шараитлирини көруп «биз кәлгусидә, күнләрниң биридә чоқум мушу қара көз уйғур пәрзәнтлирини өзиниң гүзәл музика сәнити билән яхши тәрбийә көрүшигә ярдәм қилимиз вә шуниң үчүн имканимзиниң йетишичә тиришимиз» дәп өз көңлимизни изһар қилдуқ. Әзиз ака бизни кәчтә өйигә тәклип қилди. Биз шу күни Әзиз акиниң оқуғучиларға музика өгитиши вә йәрлик уйғур хәлқ музика пәдә вә аһаңлири, уйғур муқамилири һәққидә сөһбәт елип бардуқ. Рәчел дутарни яхши чалатти. Биз сөһбәттин кейин меһманлар шәрпигә қурулған мәшрәп соруниға дахил болдуқ. Әзиз ака билән Рәчел дутар билән уйғур хәлқ аһаңлирини челип мәшрәпни қизитивәттти… Байсейит Йәттисуға даңлиқ Ғулҗа йолиниң чөл-җәзири үстигә, Челәк базири билән Яркәндниң арлиқиға җайлашқан, һәқиқәтәнму исми — җисмиға лайиқ бағу-бостанлиқ, әл-юрт баяшадчилиқ ичидики бир ават юрт икән. Шу қетим вә тунҗи қетим бизниң Байсейит йезисиға қилған зияритимиз бизгә үнтулғусиз бир хатириләрни қалдуруп кәткән иди. Болупму мән үчүн худдий өзүм туғулуп өскән әмма берип бақмиғили узун йиллар болған Тарим дәрясиниң шималий етәклиридики бостанлиқ юртумға берип, қанғучә меһман болуп қайтқандәк туйғуларға чөмәгән идим. Биз шу вақитта «Уйғур авази» гезитиниң зияритини қобул қилип, Қазақистанға зиярәткә келишимизниң мәқсәтлири һәққидә сөһбәт бәргән идуқ вә бу сөһбәт хатириси «уйғурчә сөзлигән адәм, әлвәттә әткән чайға хумар» темиси билән ушбу гезитиниң 2013- йили 7-айниң 18-күнидики санида нәшр қилинип, бизниң Қазақистандики хәлқимиз билән үчришишимиз үчүн имканлар ятрилип берилгән иди.
Мениң Байсейитқа бүгүндин 15 йил бурун тунҗи қетим зиярәткә барғанлиқим һәққидә әтраплиқ сөзлишимниң сәвәби болса гәрчә шу вақитта ардин 12 йил өткән болсиму әмма бизниң Байсейитқа болған муһәббитимиз йилларниң өтүши билән һич бир конирап қалмиған иди. Шуниңдин кейин бу меһри иссиқ кичик юрт Байсейитқа биз пүтүн аилә 2015-йили язда қайта кәлдуқ, әмма биз бу вақитта кәлгәндә, Рәйчел мениң омақ икки қизмниң аниси иди. Демәк 2016-йили сентәбирдә биз Байсейиттә тунҗи болуп «Йәттису уйғур музика мәктипи» ни қурушимизниң арқисиға мушундақ узақ тарихқа игә достлуқ меһри вә муһәббәт һекайилири йошурунған.
Бу һекайиләрни техиму ениқ чүшәндуруш үчүн мән йәнә гепимизниң бешиға қайтишим керәк. Биз 2003- йили Байсейиткә қилған сәпиримиз җәрянида мән Байсейит мәктипи «Оқуғучилар өмики» ниң бизгә көрсәткән «Тиңгирлаң» намлиқ дуттар пәдисиниң әйнән видио көрунишини еңглисчә вә уйғурчә чушәндурушләр берип 2013- йили әтязда интернет сәһипилиридә (фәйис бук вә ютуб қанили) елан қилған идим (https://www.youtube.com/watch?v=HiEiJUnVqLQ ) вә мән инкас қатарида «Байсейит мәктипидики музика устази Әзиз акини тонуйдиғанлар барму вә у акимиз һазир һаятму?» соал сорап, Қазақистандики мән тонуйдиған бир қанчә яшларни бу соалға җавап беришкә чақирған идим. Аридин анчә узақ өтмәй мушу темида мән сориған соалниң астиға мундақ бир җавапниң йезилғанлиқини көрдум «мениң исмим Клара Турдийева, мән сиз сориған музика устази Әзиз Турдийевниң келини болимән, һәм мәнму шу Байсейит мәктипидә оқутқучи болуп ишләймән. Қейин атам һазир пенсийәгә чиқти, яшинип қалди….» мән бу хәвәрни көрүп, көзүмгә задила ишәнмәй қалдим. Дәрвәқә бүгүн биз яшаватқан бу дуня һәқиқәтәнму интернет тори арқилиқ бир -биригә мәһкәм бағлинип кәткән болуп, адәмләр бир-бирлирини яхши тонуйдиған бир кичик мәһәллигә охшап қалған иди. Мән шу күни кәчтә Клара сиңлимизниң ярдимидә видио телефон арқилиқ Әзиз ака билән дидарлаштим. Екрандики Әзиз акиниң чачлири ақарған, гәвдиси муүкчәйгән иди …
Биз Әзиз акидин 2003-йили сөһбәт алғанда сориған «Сиз Абдуреһим Өткүрниң ’из’ намилиқ шери асасидики бу нахшисини муңлуқ аһаңлар билән ейтип бәрдиңиз, буниң үчүн сизгә рәһмәт! Сиз әмди бизгә бу нахшини ейтишни қайәрдин өгәнгәнликиңиз һәққидә гәп қилип бәрсиңиз?» дегән соалимизға өзиниң сәнәт һаятиға, аилә тарихиға бирләштуруп мундақ җавап бәргән иди «Мениң ата бовилирим Қомул дияридин көчуп бу яқларға кәптикән. Йәттисудики уйғурларниң тарихи, бешидин өткән қанлиқ кәчмишлири худди әшу Абдурәһим Өткүр әпәнди язған ’из’ шеиригә охшайду. Униң өзиму Қомуллуқ, мениң юртумдин, шуңа мән бу нахшиларни касетлардин аңлап өзүм өгүнивалған…» дегәнлири есимгә кәчти. Тоғра, гәрчә атлар оруқ болсиму уйғурниң башлиған бу улуғ карван йоли көмүлмигән вә кәлгүсидиму таки өз нишаниға йетип бармиғучә көмүлмәйду чүнки у бүйүк бир әлниң, бүйүк бир хәлқниң атилири балилириға қалдурған мираслиридур. Бәлким мәнму Әзиз ака ейтқандәк шу карван излириниң көмүлмәслики үчүн Байсейитни чөгуләп кетәлмигән болсам керәк, еһтималим.
Шундақ қилип биз шу қетим видио телефонида көрүшуп, аридин 4 айдин өткәндин кейин, йәни 2015- йили июлда биз Лондонда туғулуп чоң болған икки қизимизни елип тунҗи қетим путун аилимиз бойичә Қазақистанға кәлдуқ вә удул Байсейиткә берип Әзиз ака билән қайта дидарлаштуқ. Вақит һәқиқәтәнму рәһимсиз иди, у Әзиз акини бовай қилип қойған болса, мени әллик яшниң қарисини алған бир оттура яшлиқ әр қилип қойған иди. Биз бир-биримиз билән ата-балидәк қучақлишип көрүштуқ. Мана, биз аридин 12 яз өткәндин кейинки язда қайта җәм болдуқ. Бу икки Әзизниң көзидин хошаллиқ яшлири сирғийтти. Шу күни кәчтә Әзиз ака дидарлшқинимизниң хошаллиқи һәм бизниң шәрипимизгә атап Байсейит вә униң әтрапидики тонулған әл-нәғмичиләрни йиғип, өйидә катта мәшрәп қилип бәрди. У күни кәч Әзиз акиниң өйидә һәқиқәтәнму катта бир тәнтәнә болуп өткән иди, у болсиму йилларниң синиқидин өткән, үнтулмиған бир достлуқ вә қериндашлиқ меһри иди. Әзиз акиниң чоң нәвриси Дилярму алмутида музика мәктипини пүттуруп, сатар вә тамбурни вайиға йәткүзүп чалидиған музикантлардин болуп йетишип чиқипту. Байсейиттики уйғур хәлқиниң маарип вә сәнитигә өзиниң вә пүтүн аилисиниң өмүрлук меһнәтлирини сиңдургән бу оқумушлуқ аилиниң өйидә уйғур сәнитиниң муңлуқ күйлири җараңлайтти… Аялим Рәйчел билән Әзиз ака бир-бирлири билән бәслишип челиватқан уйғур хәлқ аһаңлири кишиниң қәлиб тарини чекәтти.
Биз бу қетимқи зияритимиздә Байсейит йезисидики музикант Зуфәрҗаниң туққанлириниң вә қошниларниң балилиридин болуп 5-6 өсмүрләрни йиғип өзи өйидә балиларға дутар вә скрипка челишни өгитиватқанлиғини аңлидуқ. Байсейиткә кәлгинимизниң иккинчи күни Байсейиттики бир ресторанда Зуфәрҗанниң оқуғучилири бизгә өзлири өгәнгән нахша вә музика нумурлирини көрсәтти. Биз ресторандин қайтип чиққандин кейин Әзиз акиниң өйидә Әзиз акиниң бирдин бир оғли болған Дилмурат вә бу өйниң тәвәрүк ялғуз келини Клара ханим, чоң нәвриси Диляр һәм музикант Зуфәрҗанлар билән әткән чайни иссиқида ичкәч, бизниң Байсейиттики бу балиларни музика билән тәрбийиләш ишлириға ярдәм бериш оюмизниң барлиқини вә бу оюмизни қандақ қилғанда әмәлгә ашурушниң йоллирини тапқили болидиғанлиқи һәққидә сөһбәтләштуқ. Димисиму Байсейит йезисида Әзиз акидәк пишқәдәм музика устазлири, Зуфәрҗан вә Дилярдәк талантлиқ музикантлар турупту, уларниң һәммиси Байсейитниң балилириға уйғур чалғуллирини челишни үгитәләйдиған музика устазлиридиндур. Улар бизниң Байсейит йезисида хусусий музика синипи қуруш тәклипимизни аңлиғандин кейин, мәмнунийәтлик билән, әгәр биз мушу ишни әмәлгә ашуралисақ, җан пидалиқ билән балиларни мунтизим музика билән тәрбийәләшкә өзлириниң бир кишлик һәсисини қошидиғанлиқилирини билдурушти. Шундақ қилип биз Әзиз акиниң йитәкчиликидә Байсейит йезисида уйғур өсмурлирини хәлқимизниң музикилири билән тәрбийәләйдиған бир синип ечишқа келиштуқ әмма тәбийки «өйдики өлчәмниң талаға мас келиши» шәрт иди. Биз бу планимизни әмәлгә ашуруш үчүн авал пул тепишимиз, мундақчә ейтқанда бизниң бу ишлиримизни қоллайдиған хәлқаралиқ чоң тәшкилатлар яки һич болмиғанда пул чиқиралайдиған бирәр сахавәтчи байларни тепишимиз, уларға илтимас қилиш, уларниң иқтисадий ярдимини қолға кәлтуруш, вә шуниңдәк Қазақистан республикисиниң мушу түрдики мунасивәтлик қанун вә бәлгиллимилиригә риайә қилған һалда қануний салаһийәт билән иш елип беришимиз зөрур иди.
Биз шу йили Қазақистанниң уйғур райони, Йәркәнт вә Яркәнтниң әтрапидики йеза-қишлақлирини зиярәт қилип, уйғур мәдәнийәт вә сәнити бойичә елип барған тәкшүрүш вә тәтқиқ қилиш хизмәтлиримизни мувапиқийәтлик аяқлаштуруп, Қирғизистанниң Иссиқ көлдә бир һәптә арам алғандин кейин Лондонға қайтип кәттуқ.
Биз Лондонға қайтқандин кейин музика мәктипи ечишниң наһайити мурәккәп вә җапалиқ бир җәрянларни бесип өтүп, ахири баш шитаби Женевағә җайлашқан, узун йиллардин буян Оттура Асияниң мәдәнийәт-сәнәт тәрәқиятиға ярдәм берип келиватқан Агахан мәдәнийәт фондиниң қоллишиға вә иқтисадий ярдимигә ериштуқ. Биз шуниңдин кейин Қазақистандики мәктәпниң қануний рәсмийәтлирини беҗириштә Қазақистан уйғур мәдәнийәт мәркизиниң ярдими вә һәмкарлиғини истигән болсақму нәтиҗиси биз күткәндәк болмиди. Кейин мән сиңлимиз Надирә Өмәрова арқилиқ «Инайәт» маарип фондиниң рәиси мәрһум Турған Иминович ака билән алақилишип, һәмкарлишиш асасида бу мәктәпниң хизмәтлирини бирликтә елип беришқа келиштуқ әмма тәқдирниң қисмәтлири Турған акимизниң өмирини қисқа қилип қойди, шу сөһбәтлиримиз болуп, аридин анчә узақ вақит өтмәй, бизниң бу әлсөйәр, мәрипәтвәр мөһтәрәм акимиз һәммимизни мусибәткә қалдуруп аримиздин вақитсиз кетип қалди. Ахирида биз өзимигә тайинип, адвукат арқилиқ көп тиришчанлиқлар нәтиҗисидә, болупму Дилмурат вә Клараниң һармай-талмай мәктәниң Қазақистандики рәсмийәтлирини беҗириши үчүн йол меңишлири билән тәләп қилинған барлиқ рәсмийәтләр пүтуп, 2016- йили май ейида рәсми «Йәттису уйғур музика мәктипи» дәп нам берилгән музика мәктипини Байсейитта қуруп чиқтуқ. Шуниң билән шу йили авғуст ейида Дилмурат, Зуфәҗан, Диляр қатарлиқ бир грүппа Байсейиттиниң йигитлирини мәктәпниң 30 оқуғучиси үчүн Үрүмчидин керәклик болған бир юруш чалғу әсвап вә кейим — кечәкләрни елип келишкә әвәттуқ. Улар Үрүмчидин һәммә нәрсиләрни елип қайтип кәлгәндин кейин, шу йили йәни 2016-йили сентәбирдә Байсейиттики «Әзиз кафиси» дә мәктәпниң рәсмий оқушни башлашқа мувәққәт болдуқ. Бу хош — хәвәр шу вақитта тарқалғандин кейин, Вашиңгтондики Әркин Асия Радиоси 2016-йли 4-ноябир күни «Қазақистанда ’Йәттису уйғур музика мәктипи’ қурулди» намлиқ мәхсус хәвәр тарқитиду.
Мәктипимизниң оқутиши пүтүнләй һәқсиз болуп, тунҗи қетим ечилған бу курсиға 100 дин артуқ оқуғучилар оқушқа илтимас қилған вә уларниң ичидин аз-тола сәнәт таланти бар дәп қаралған 50 нәпәр уйғур пәрзәнти тәрбиләшкә қобул қилиниду. Оқуғучилар дәрискә мәктипидики күндилик нормал оқушини тамамлиғандин кейин келәтти. Мәктәпниң дәрсини һәр һәптигә 4 саәт қилип орунлаштурулған болуп, һәр икки күндә 2 саәттин дәрис бериләтти. Оқуғучилар дутар, тамбур, сатар, дап вә уссул қатарлиқ гүрупилириға айрилған болуп, уларниң уйғур музика вә сәнитини өгиниш қизғинлиқи йүксәк иди. Мән шу йили йәни 2016- йили ноябирниң 11-күни Қазақистанға келип, мәктәпниң хизмәтлирини тәкшуруш вә мәвҗут болуп турған мәсилиләрни һәл қилиш үчүн Байсейит йезисиға кәлдим. Мән мәктәпниң тунҗи қетимлиқ курсантлирини уйғурниң гүзәл миллий сәнәт кийимлири билән муңлуқ муқам музикилрини сәһнидә иштияқ билән челиватқан қара көз пәрзәнтлиримизни көргинимдә, оқутқучи устазларниң сиңдургән меһнитигә, оқуғучиларниң тиришчанлиқ билән қизиқип өгәнгнликигә априн оқумай туралмидим. Бу әлбәттә, биз һәммимизниң өткәнки икки йилдин буян сиңдургән әҗиримизниң коллектип еришкән мивиси иди. Шу дәқиқиләрдә бу балилиримиз әмди уйғурлуқ билән, уйғурниң гүзәл мәдәнийитини сөйүп чоң болидиғанлиқини ойлисам, биз әмәлгә ашурған бу ишимиз үчүн ич -ичимдин сөйүнүп кетивататтим. Қисқиси Байсейит йезисиға қурулған бу мәктипимиз пүткүл йезиға, болупму сәбийләрниң қәлиблиригә йеңичә бир кәйпият, йеңчә бир миллий роһ вә йеңичә бир мәнивий һаяти күчләрни ата қилған иди. Бу һәқтә әркн асия радиоси 2016-йли 15-ноябир күни «Қазақистан йәттису уйғур музика мәктипи оқуғучилири тунҗи консертини өткүзди» дегән темида мәхсус хәвәр ишләйду.
2. Лондонда өзиңиз қандақ хизмәт елип барисиз?
Мән Лондонға 2001- йили кәлгәндин кейин 8 йил Еңглиз тили вә кәсип бойичә оқудум. Әң ахирқи оқушумни компутәр учур техникиси вә тор лаһийләш кәспи бойичә Лондон унверситити Birkbeck институтини пүттүргәндин буян Лондонда компийтер -учур техника саһәсидә хизмәт қилип кәлдим. 2012-йилидин буян Лондон униврситити шәриқшунаслиқ институти тармиқида қурулған «Хитайдики исламий аваз» (http://www.soundislamchina.org) намлиқ тәтқиқат туридә тор башқурғучи вә ярдәмчи тәтқиқатчи болуп хизмәт қилип келиватимән. Мән бу хизмитимдин башқа йәнә халис һалда Лондон уйғур ансамбили (http://www.uyghurensemble.co.uk) билән хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң (http://www.uyghurpen.org ) хизмәтлирини ишләп келиватимән.
3. Биз сизни бир язғучи сүпитидә қандақ тонуймиз?
Тоғра, хәлқимиз мени бурун бир сәнәт сөйәр паалийәтчи сүпитидә йәни Лондонда қурулған уйғур музика гүрупписи «Лондон уйғур ансамбили» ниң қурғучиси дәпла тонуп кәлгән иди. Әмдиликтә мени бир сәнәт сөйәр паалийәтчи яки бир иҗаткар сүпитидила әмәс, бәлки бир язғучи вә тәтқиқатчи сүпитидә «Әлкүн» (http://www.azizisa.org) дегән қәләм исмим билән йеқинқи 10 йилдин буян Ғәриб әллиридики уйғур муһаҗирәт топлуқлириға, Оттура Асия вә Вәтәндики хәлқимизгә мән өзүм тәқдим қилип келиватқан уйғур җәмийитиниң иҗтимайи, мәдәний вә тарихий саһәлири бойичә язған илмий тәтқиқат мақалилирим билән вә шуниңдәк вәтәнни сеғнип язған лирикилирим, һекайилирим һәм шиерлирим қатарлиқ әмгәк мивиллирим арқилиқ тонуп келиватиду. Болупму мениң муһаҗирәттә тунҗи нәшр қилинған әдәбий әмгиклиримниң бири болған «Донай дәрясидин орхун бойлириғичә» намлиқ китабим 2011- йили Шветсийидә хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизи намидин нәшир қилинғандин хәлқимизгә тонушлуқ болдум.
Мән өзүмниң иҗадийәт һаяти һәққидә тохталсам, мән оттура мәктәптә оқуватқан вақтимда йәни 1985- йили тунҗи қетим ана вәтинимиздики «Ақсу гезити» дә тунҗи қетим хәвәр елан қилғинимдин буян һазирға қәдәр мәйли мән қәйәрдә болмай, мәйли мән вәтинимдин окянлар арқилиқ айрилип турдиған йирақ әлләрдә яшимай, тәңримизниң маңа ата қилған қәлимимни һич бир заман ташлимидим. Вәтәндин узақ мусапирлиқта өткән бу 20 йилға йеқин вақиттин буян пәқәт вә пәқәт мәйли мән күләй, мәйли мән йиғлай, қәлимим һәр вақит маңа қәлибдаш, сирдаш, сәбдаш болуп кәлди. Йилларниң һәсирәтлири, һиҗиранниң совға қилған сеғнишлири мушу қәлим билән өз дәрдини төкти! Шуниң үчүнму мән йрзишни тохтатмидим, вә йезип турғиним үчүн мән бүгүнки күнгә улишип келәлидим.
4. Сизниң һазирғичә қандақ китап вә әсәрлириңиз нәшр қилинди?
Мән йоқурида дәп өткинимдәк, мениң тунҗи қетим нәшр қилинған китабимниң исми: «Донай дәрясидин орхун бойлириғичә». Бу китабим 2011- йили Шветсийәдә нәшир қилинған. Китапниң елкитап нусхисини төвәндики интернет торидин оқуғили болиду.
( http://www.uyghurensemble.co.uk/shop/eBooks/Donay_Deryasidin_Orxun_Boylirighiche_Aziz_Isa.pdf )
Мениң йеқинқи 10 йилдин буянқи көп сандики китап вә имлимй тәтқиқат әсәрлирим асасән дегүдәк интернеттта елкитап шәклидә нәшир қилинип кәлмәктә.
Мән һазирғичә язған барлиқ илими вә әдәбий әсәрлиримни асасән төвәндики асасән төт саһәгә айришқа болиду, улар:
- Уйғур җәмийитиниң иҗтимаи, мәдәний, сиясий, диний вә тарихий саһалири бойичә язған илмий тәтқиқат темилири.
2. Әдәбий иҗадийәт — һекайә, очерк, обзор, әдәбий хатириләр, нәсрий вә шеири әсәрләр.
3. Тәрҗимә әсәрләр — еглизчидин уйғурчиға, уйғурчидин енглизчиға тәрҗимә қилған түрлүк жанрдики әрсәрләр вә шеирлар.
4. Енглизчә йезилған илмий мақалилар вә шеирлар.
Мениң вәкил харәктерлиқ болған уйғур җәмийитиниң иҗтимайи, мәдәний, диний вә тарихий саһалири бойичә язған бир қисим китап вә мақалилиримниң исимлири төвәндикичә:
1-Ингилиз яшиған кочида (2018)
http://www.uyghurensemble.co.uk/uy/?p=4600
2-Оттура Асияға ләғмән билән тонулуватқан уйғурлар (2017-йили)
http://www.uyghurensemble.co.uk/Uyghur_Leghmen_Ottura_Asiya.pdf
3- Әқилфон арқилиқ исламлишиш: уйғур иҗтимайи алақә ториниң өзгуришигә нәзәр (2014-йили)
http://www.uyghurensemble.co.uk/Eqilfon_Islam.pdf
4- Татарийәдин хәвәр – пекиндин кәшмиргә сәпәр (2015)
http://www.uyghurensemble.co.uk/uy/?p=3701
5-«заман шаирлири» һәққидә ойлар
http://www.uyghurensemble.co.uk/uy/?p=4418
6-Қитәләр ара қанатланған күй-Сәнубәр Турсун (2014)
http://www.uyghurensemble.co.uk/Qanatlanghan_kuy.pdf
7-Йезиқ өзгәртиш тоғрисида 1960-йили нәшр қилинған китап һәққидә (2013-йили)
http://www.uyghurensemble.co.uk/uy/?p=980
8-Уйғур торбәтчиликигә омумий нәзәр (2011-йили)
http://www.uyghurpen.org/uy/Uyghur_torbetchilikige_omumiy_nezer.pdf
9-Нәзиргә чақириқ: уйғур интернет ториға нәзәр (2011-йили, енгилизчә)
‘Invitation to a Mourning Ceremony’: Perspectives on the Uyghur Internet. https://www.jstor.org/stable/24572134?seq=1#page_scan_tab_contents
10-Донай дәрясидин орхун бойлириғичә (2011)
http://www.uyghurensemble.co.uk/shop/eBooks/Donay_Deryasidin_Orxun_Boylirighiche_Aziz_Isa.pdf
11-Үзүлмәс тарихий риштә (2011)
http://www.uyghurensemble.co.uk/en-html/uzulmes_tarixiy_rishte.pdf
12-Лондондики қәшқәр кочиси (2008-йили)
Мән шеирийәткә балилиқимдин башлапла иштияқ бағлиған болуп һазирғичә 500 парчидин артуқ шеирлирим нәшр қилниди. Бир қисим шеирлирим енглиз тилиға тәҗимә қилинди яки енгилизчә йезилди. Шеир әсәрлиримни интернет үлнишидин оқуғили болиду:
http://www.azizisa.org/category/elkun-sheirliri
Мениң һекайә, нәсир вә башқа түрлүк жанрдики әсәрлиримни төвәндики ентернет улинишидин оқуялайсиз:
http://www.azizisa.org/category/elkun-yazmilliri
http://www.azizisa.org/category/elkun-sheirliri
http://www.azizisa.org/category/elkun-hekayiliri
http://www.uyghurensemble.co.uk/uy/?cat=9
5. Қазақстанда латин йезиқиға көчүшниң тәййарлиқ хизмәтлири җиддий давам қиливатиду. Сиз бу йезиқ көчүш ишлириға қандақ қарайсиз? Һазир дуния уйғурлири, җүмлидин әнгилийәдә яшаватқан уйғурлар латин йезиқиниң қайси лаһийисини қоллиниватиду?
Қазақистан җумһурийитиниң қазақ елида рәсмий енгилиз йезиқи елиббәсини асас қилған латин йезиқиға көчүш қарарини аңлап биз хош болдуқ. Чүнки әгәр Қазақистанда яшаватқан Қазақистан уйғурлири мушу латин йезиқиға көчүш ишида әтраплиқ издинип вә өгинип, бир пүтун уйғур хәлқиниң бирликкә кәлгән йезиқ ишлитиштин ибарәт узун йиллиқ арзусиниң бу қетим әмәлгә ешишиға барлиқ зеһнини вә күчини чиқириду дегән үмидтимиз. Заманимиздики компютер учур техникисиниң һаятимизниң һәммә саһәлиригә киришгә башлиғандин буян хәлқимиз әсирләрдин буян қоллунуп келиватқан уйғур әрәб йезиқини сақлап қелиш вә раванҗландуруш билән биргә, илмий тәтқиқат вә учур техникилирида қолайлиқ яритиш, һәм уйғур әрәб йезиқини йезишни билмәйдиған дунйаниң һәр қайси әллиридики қериндашлиримиз билән алқилишишқа қолайлиқ яритиш вә шундақла енгилиз яки хитай тили тәләппузидики латин йезиқиниң яшлиримиз арисида қалаймиқан ишлитилишиниң алдини елип, бирликкә кәлтурулгән енгилиз йезиқи асасидики уйғур латин йезиқини оттурға қоюш, уни компиютер техникиси вә уйғур тилиниң фонетикилиқ қурулмиси һәм имла қаидисигә уйғун һалда тузуп чиқиш қатарлиқ хизмәтләрни Үрүмчидики Шинҗаң университитиниң тилшунас вә компиютер мутихәсислири 1990- йиллириниң ахирлиридин башлапла тәтқиқ қилишқа киришкән иди. Бу җәрянларда түрлүк теиникилиқ вә башқа тосқунлуқларни бөсүп өтүп, 2006-шинҗаң йили уйғур аптонум районлуқ тил-йезиқ кометитиниң рәсми тәстиқлиши билән уйғур латин йезиқи (ULY) тунҗи қетим ана вәтинимиздә бирликкә кәлтурулгән вә шуниңдин буян 12 миллюн уйғур хәлқи вә ғәрб мәмилкәтлиридә яшаватқан нәччә он миңлиған қериндашлиримиз бу бирликкә кәлгән, алди-кәйни болуп 20 йиллиқ тарихқа игә болған «Уйғур Латин Йезиқи» ни қоллунуп келиватиду. Мана шу вәҗидин мән шәхсән Қазақистан җүмһурийәтлик уйғур мәдәнийә мәркизиниң Қазақистан республикисиниң латин йезиқиға көчүш ишлириға актип аваз қошуп, уйғур латин йезиқини таллишини тәвисийә қилимән. Қазақистандики уйғур хәлқи өзлиригә кәмдин кәм келидиған бу қиммәтлик пурсәтни чиң тутуп, уйғур хәлқиниң бир милләт сүпитидики йезиқ бирликиниң әмәлгә ешишиға тарихта мәңгу изи өчмәйдиған бир тоһпә қошушиға чин йүркимдин тиләкдашмән.
Демәк Әнгилийәни өз ичигә алған пүткул Ғәрб дунясидики уйғурлар ана вәтинимиздә 2006-йили омумий йүзлук бирликкә кәлгән «Уйғур Латин Йезиқи -ULY» ни қоллуниду.
Мән үчүн уйғур тили мениң җеним болса, йезиқи тенимдур, дунявий бирликкә кәлгән йезиқ ишлитиш болса мениң һәр йәргә бималар юрәләйдиған икки путумдур. Мән Қазақистан республикисиниң латин йезиқиға көчүш қарарини аңлиғандин буян, Қазақистандики қериндашлиримизниң қазақ хәлқи билән тәң латин йезиқиға көчүш ишлириға алаһидә диққәт қилип келиватимән, мәқсәт, ярдимимизни йәткүзүшдур.
Мән «Йәттису уйғур музика мәктипи» ниң 2017- йиллиқ хизмәтлирини көздин кәчүрүш үчүн өткән йили ноябирниң ахирлирида Қазақистанға барған идим. Байсейит вә Ғәйрәт йезилирида мәктәпниң хизмәтлирини түгүтуп, Алмутиға қайтип келипла уйғур мәдәнийә мәркизиниң йиғиниға тәклип билән қатнаштим. Мән шу йиғинда 30 кишлик «Қазақистан уйғурлириниң латин йезиқиға көчүш мутихәсисләр комиссийәси» қурулғанлиқиға шаһит болдум. Мән Қазақистанға бу қетим сәпәргә чиқиштин бурунла Қазақистандики тилшунас вә мәдәнийәшунас зиялийлиримизға ярдәмдә болуш, дуч кәлгән мәсилиләрни бирликтә һәл қилиш арқилиқ Қазақистан уйғурлириниң бирликкә кәлгән дунявий уйғур латин йезиқиға мувапиқийәтлик көчүшигә яр-йөләк болушниң унумлук алақилишиш йоллирини истигән идим. Шуниң билән мән Whatsup иҗтимаи алақә тори арқилиқ «Уйғур Тили Тәтқиқат» топини қуруп чиқтим. Мән бу топ арқилиқ дуняниң һәр қайси әллиридики уйғур тилшунас алим вә мутихәсисләни, әдиб вә зиялиларини бир йәргә йиғдим, Қазақистан уйғурлириниң латин йезиқиға көчүши үчүн бир қанчә «уйғур латин йезиқи лаһийиси» ни һаизрлинишиға вә бу һәқтә илмий муназирләрни елип беришға түрүткә болдум.
Мән бу нөвәт Алмутиға кәлгәндин кейин Қазақистан уйғурлириниң латин йезиқиға көчүш ишидә бирликә кәлгән уйғур латин йезиқини қоллунушниң күчлук тәшәббускари болуш сүпитим билән тилшунас алимлиримиздин Руслан Арзиев, Алимҗан Тиливалди Һәмраев вә Дилнур Қасимова билән, һәм шу қатарда язғучи вә әдипимиздин уйғур пән клубниң президенти Хәмид Һәмрайев вә уйғур пән клубниң Алмутидики көплигән әзалиридин атағлиқ рәссам Һакимҗан Ғенийев, Һашимҗан Қурбан, Күрәш Зулпиқаров, Һәдийә ханим, мир нәшириятиниң вәтәнпәрвәр саһиби Әлишир әпәнди, яш шаирлиримиз қатардин Вилям Молотов, Абдулҗан Азанбақийев қатарлиқ қериндашлирмиз билән айрим вә колликтип һалда Қазақистан уйғурлириниң бирликкә кәлгән латин йезиқи лаһийәсини қоллаш вә пән килабниң мунасивәтлик хизмәтлири һәққидә әһмийәтлик сөһбәтләрдә болдум вә һәммимә қериндашлиримиз билән ортақ бир тонушқа кәлдуқ. Уйғур мәдәнийә мәркизиниң йиғинида көпчиликниң аваз бериши билән тәшкилләнгән «Латин йезиқиға көчүш мутихәсисләр комиссийәси» ниң қурулушидин мәмнун болдум чүнки бу комиссийәдин орун алған көп санлиқ зияли вә оқутқучиллиримизни мән яхши тонуйттум. Шунда қилип биз бу темида һазирғичә давамлиқ актип музакирә елип бериватимиз. Қисқиси бизниң мәқситимиз пүтүн дуня миқясида бирликкә кәлгән уйғур латин йезиқини әмәлгә ашурушдур. Бу арзулиримиз әмәлгә ашса, бир тил, бир дил вә бир мәдәнийәткә игә болған хәлқимиз дуняниң қәйиридә яшисун, охшаш болған бир йезиқта хәт йизип алақилишалайду, болупму әң муһими хәлқимизниң мәниви-мәдәнийәт, ахбаратчилиқ вә нәшрятчилиқ ишлири зор мувапиқийәтләргә еришәләйду. Уйғур пәрзәнтлириниң билим елиш мәнбәлири техиму чоңқур болиду, бу кәлгүсидики уйғур кимлики, мәдәнийити, тили вә миллий маарипимизни сақлап қелиш үчүн бесилидиған наһайити зор әһмийәткә игә қәдәмдур.
6. Сиз «Хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизи» (уйғур пән клуб) иниң иҗираийә көмитет рәиси әзаси. Сизчә уйғур әдәбиятини дунияға тонуштуруш хизмәтлири үнүмлук елип бериливатамду?
Мән бу соалиңизға удул җавап бериштин авал чүшиншкә асан болсун үчүн гепимни өзүмниң пән клубқа әза болуп киргән вақтим билән башлай. Мән 2010-йили уйғур пән клубқа әза болуп кирдим. 2011- йили уйғур пән клубниң интернет торини қуруп чиқтим вә уни таки бүгүнки күнгичә өзүм башқуруп келиватимән (http://www.uyghurpen.org).
Мән 2012-йилидин башлап хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң илмий комитет идрарә һәйәт әзаси вә язғчиларниң һоқоқини қоғдаш бөлуминиң мәсули болуп хизмәт қилип кәлдим. Әлбәттә, бу хизмәтлиримиз давмида биз уйғур әдәбиятиниң дуняға тонуштуруш үчүн көп меһнәтләр сиңдурдуқ. Биз һазирғичә атағлиқ уйғур язғучиси Нурмуһаммәд Ясинниң «Ява кәптәр» намлиқ һекайисини 20 дин артуқ дуня тиллириға тәрҗимә қилдуқ вә бу һекайә һазирғичә давамлиқ тәрҗимә қилиниватиду. Униңдин башқа йәнә Австралийәдә көчмән болуп яшватқан Сөйүнгүл һәдимизниң «Көз йешида нәмләнгә земин» намлиқ биографик романини пән клубниң һазирқи язғучларни һоқоқини қоғдаш бөлуминиң мәсули Рәһимә ханим енгилизчиға тәрҗимә қилип уттурди вә енгилиз пән клубниң «2017-йиллиқ надир тәрҗимә нәшр мукапат» иға еришти, бу китап пат йеқинда Лондонда нәширдин чиқиду. Җумлидин, мениң өткән йили аилимизниң бешимдин өткән раст ишлар хатирисигә асасән язған «Җавабсиз қалған телефон» намлиқ һекайә пүткүл муһаҗирәттики уйғурларниң алаһидә яқтуруп оқушиға еришипла қалмастин бүгүнки уйғур вәзийити вә һаяти тәсвур қилинған, дәвир риализим прозичилиқиниң намайәндиси сүпитидә дуня интернет тор әдәбиятиға кирип кәлди. Бу һекайә бүгүнгичә енгилизчә, росчә, гермначә, япончә, хитайчә, әрәбчә, һинди қатарлиқ 30 тин артуқ дуня тиллириға тәрҗимә қилинип, тор дунясидики көплигән дөләт қоурмәнлириниң қизиқишни қозғап, уйғур әдәбиятиниң дуня хәлиқлиригә тонулушида өзниң тегишлик ролини көрситиватиду.
Уйғурчә: www.uyghurensemble.co.uk/uy/?p=4501
Ингилизчә: www.uyghurensemble.co.uk/en/?p=642
Хитайчә: www.uyghurensemble.co.uk/en/?p=688
Росчә: www.uyghurensemble.co.uk/en/?p=696
Уйғур пән клуби 2006-йили қурулған вә баш штаби Лондонға җайлашқан, дуня бойичә 140 тин артуқ дөләт вә милләтләр әза болуп қатнашқан бир хәлқаралиқ язғучилар аилисиниң әзасидур. Биз бу хәлқаралиқ аилисидә охшаш район җуғрапийисидики пән клуб мәркәзлири билән йеқиндин һәмкарлиқ мунасивәтлирини орнутуп келиватимиз. Шу хизмәтлиримиз нәтиҗиси бойичә йәни уйғур пән клубниң йитәкчиликидә «Урал-алтай тиллирида сөзлишидиған дөләт вә әлләр язғучиллири бирлики» намлиқ районлуқ пән бирлики қуруп чиқип, қериндаш вә бир тил аилисидики дөләтләр ара әдәбият, тил вә башқа мәвҗут мәсилиләни һәл қилиш бойичә һәмкалиқ орнутуп, түрлүк мәзмунлардики паалийәтлиримизни 2011-йилидин буян қанат яйдуруп келиватимиз. Бу хзмәтлиримизму әлбәттә уйғур әдәбиятиниң тонулушида иҗабий рол ойнаватиду. Гәрчә бүгүнки күндә бизниң қийинчилиқлиримиз йитәрлик болсиму биз дунявий уйғур язғучиллиниң бир клуби болуш салаһитимиз билән хәлқимизгә хизмәт қилиш үчүн бирликтә тиришип хизмәтлиримизни елип бериватимиз. Президентимиз Хәмид Һәмрайев вә уйғур пән клубниң Қазақистандики барлиқ әзлириниң ортақ куч чиқириш билән клубимизниң ишлирини күнсайин алға илгирләватиду. Һәммимизниң ортақ мәқсиди уйғурхәлиқиниң хизмитини қилишдур. Мән 2017- йили Шветсийәниң җәнубидики порт шәһәр Малмода өткузулгән йиғинда уйғур пән клубниң иҗраийә коммитет рәиси болуп сайландим вә шуниңдин буян уйғур пән клубниң хизмәтлирини җанландуруш үчүн Хәмид Һәмрайев билән биллә хизмәт қилип келиватимиз.
7. Өзиңиз вә аилиңиз һәққидә ейтип бәрсиңиз?
Мән өзүмни Тарим оғли дисәмму болиду чүнки қәдимий Тарим өзиниң тилсим қойнида мени әлләй әткән болса, әҗдадлиримизниң Тәклимаканға көмүлгән өлмәс роһлири маңа өзиниң шанлиқ кәчмишлиридин ривайәтләр ейтип берип мени чоң қилған иди. Мән әшу Тарим бойидики шаһлиқ юрт Шаһяр наһийисиниң Тойболди йезиси Йеңичимән кәнтидә 1970-йили тоғулған. Мән таки 18 яшқа киргичә бу сап уйғур юртида тәрбийәлинип чоң болдум. 1991- йили Үрүмчидики «Шинҗаң унверситити» ниң рус вә хитай тиллири кәспини пүттурдум. Кейн һөкүмәт хизмитгә тәқсим қилиндим вә у йәрдә йерим йил хизмәт қилғандин кейин сиясий мәсилиләр сәвәблик хизмитимдин боштулдум. Кейинки йилларда өз вәтинимдин айрилишқа мәҗбур болдум. 1999- йили Бишкәктә бир йил турғандин кейин шу йилиниң ахирида Германийиниң Миюнхин шәһригә көчмән болуп кәлдим. 2001-йили Енгилизчә өгиниш мәқситидә әнглийәниң Лондон шәһригә кәлдим вә бир қанчә йилдин кейин бу шәһәрдә той қилип йәрлишип қалдим. Мән 2004- йили аялим Рәйчел, (апам қоюп қойған уйғурчә исми Раһилә) билән той қилдим. Аялим Лондон унверситити шәриқшунаслиқ институтида проффессор болуп хизмәт қилиду. Бизниң пүтүн аилимизниң нормал хизмәттин сиритқи барлиқ вақтимиз, зеһнимиз вә күчимиз уйғур хәлқигә хизмәт қилишқа, уйғур мәдәнийити вә сәнитини тәқиқ қилишқа тәқдим қилинған. Биз мушу ирадә вә нишанимиз билән өткәнки 15 йилдин биргә яшап келиватимиз. Бизниң уч қиз пәрзәнтимиз бар, улар дуняниң қәйиридә яшимисун, өзниң уйғурлуқуни һәр вақит есигә елип яшисун дәп, уларға уйғур тарихидики уч мәликиниң исмини қоюп қойдуқ. Чоң қизимизниң исми Нәфисә, у һазир унверситетта оқуватиду. Оттуранчи қизимизниң исми Ләйлигүл, у оттура мәктәптә оқуйду, әң кичик қизимизниң исми Сәнәмҗан, у келәр йил башланғучни пүттүриду. Чоң қизим вәтәндә туғулған, қалған икки қизилирим Лондонда туғулуп чоң болди.
8. Сөһбитимизни қайтидин сәнәткә йөткисәк- «Йәттису уйғур музика мәктипи» ниң көзлигән мәқсити немиләрдин ибарәт?
— «Йәттису уйғур музика мәктипи» ниң көзлигән мәқсити Қазақистанниң шәрқидики уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан наһийә, мәһәллә вә чәт — яқа юртлардики шәрт — шараитлири йитәрлик болмиған яки намратлиқ сәвәбидин оқуғучилар уйғур чалғу — әсваблирини челип өгиништин мәһрум қеливатқан уйғур пәрзәнтлиригә өгинш пурсәтләрни яртип бериш, бу арқилиқ шу юртлардики уйғур өсмурлириниң өзиниң милли кимликини қәдирләйдиған, келиҗәктә уйғур мәдәнийә-сәнитигә варислиқ қилалайдиған танлатлиқ әвлатларнииң йетишип чиқишиға өз һәссимизни қошишдур. Биз 2016-йили мәктпимизниң тунҗи қарарлиқ курсини Байсейитта ачқандин кейин, шу юрттики оқуғучиларниң вә ата-аниларниң қизғин қоллап-қувтлишигә ериштуқ. Биз Байсейитта бир мәвсум музика вә усул бойичә 50 әтрапидики оқуғучиларни тәрбийлидуқ. 2017-йили сентәбирдин башлап мәктәпниң Қазақистандики мәсули Дилмурат Турдийевниң тиришчанлиқи билән, шундақла Ғәйрәт оттура мәкипиниң мудири Һәзимҗан, вә Һакимларниң тәклипи һәм қизғин қоллап-қувәтлиши билән Ғәйрәт йезисида «Йәттису уйғур музика» мәктипиниң 2- қарарлиқ курсини мувапиқийәтлик башлидуқ вә уни мувапиқийәтлик тамамлап, мана һазир 2018-йиллиқ оқушини башлашқа тәййарлиқ қилип турветиптимиз. Ғәйрәт мәктипидики музика курсида һазир 30 нәпәр уйғур, 10 нәпәр қазақ вә башқа милләт өсмүрлири оқуйду. Бу курстики оқуғучиларға дәрис бериш үчүн Алмутидики «Нур ансамбили» ниң талантлиқ 2 нәпәр оқутқучисини, вә йәрлик бир қазақ музика оқутқучисини тәклип қилдуқ. Һазир курстики оқуғучилар тәмбур, дутар, сатар вә думбура қатарлиқ 4 гуруппиға бөлунгән болуп, уларниң музика өгиниш қизғинлиқи йоқури. Мән өткән йил ноябирда Ғәйрәт йезисиға берип, оқуғучиларниң өгиниш әһваллирини көздин кәчурдум. Ғәйрәт йезиси чәт-яқа йеза болишиға қаримай оқуғучиларниң сәнәт өгинишкә болған иштияқи күчлук икән. Мениң шу қетим Ғәйрәт йезисиға елип барған зияритим һәққидә Әркин Асия Радиоси 2017-йли 20 -ноябир күни «’Йәттису уйғур музика мәктипи’ уйғур әвладлириниң өз музика мәдәнийити билән тәрбийилинишигә асас салмақта» дегән темида хәвәр бериду.
Әлбәттә, мән «Йәттису уйғур музика мәктипи» ниң мәсули вә қурғучилиридин бири болуш салаһийитим билән шундақ ейталаймәнки, биз барлиқ имканимиз билән ғәйрт йеза мәктипидики бу сәнәт курсини бир қанчә йилғичә давамлаштурушқа тиришимиз. Ғәйрәт йезисидики өсмурләр бизниң ярдимимизгә һәммидин көп еһтияҗлиқ икәнликини мән шу қетимқи сәпиримдә тонуп йәттим. Мән бу сөһбәт арқилиқ өткән йил мени Ғәйрәттә қизғин күтувалған, биз билән үнумлук һәмкарлишип, хизмәтлиримизни қоллап бәргән Ғәйрәт оттура мәктипиниң мудири Һәзимҗанға, мән билән бу сөһбәтни елип барған инимиз сизгә (Абдуҗан Азнабқийев) вә мәктәптики барлиқ устазларға миннәтдарлиғимни билдуримән.
Мән оқуғучиларнң тиришчанлиқидин, һәм мәктәптики оқутқучи вә устазларниң сиңдургән меһнәтлиридин көп мәмнун болдум. Ғәйрәт йеза мәктипидә тиришчанлиқимиз бәдилигә ечилған бу музика курсиниң мәзкур йезидики балиларға хошаллиқ, уларниң кәлгүсигә үмид ата қилишини, өзиниң бай вә гүзәл миллий мәдәнийәт -сәнитигә болған меһри-муһәббәт уруқлириниң қәлбидә йилтиз тартип өсишини тиләймән.
9. Пүтүн дунядики уйғурлар кәлгүсидә өзи бир милләт сүпитидә сақлап қелиши үчүн немиләрни қилишимиз керәк бу һәқтә сиз қандақ пикирләрни берисиз ?
Бүгүн пән-техника вә үчүр алақлилириниң тиз тәрәққий қилиши билән дуняниң арлиқи күндин-күнгә кичикләп худди бир мәһәллигә охшап қеливатиду. Дуняда милләт вә дөләтләр арсидки мәдәнийә вә иқтисадий алақиләр өзлүксиз күчийип, дуня йеңидин бир биргәвдилишиш (Globolization) дәвригә кириватиду. Әлбәттә, мундақ бир дәвир- мустәқил дөлити йоқ милләтләр үчүн көплигән пайдисиз иҗтимаий вә сиясий муһитларни яртип қойиду. Һазир юқури пән-техника, йоқури үнүмлик маарип вә әқил күчлири билән бир дөләтниң сапаси өлчилиниду. Дунядики милләтләр арсида пәриқләр тиздин йоқулуватқан бу рәқәм дәвридә бир милләт пәқәт вә пәқәтла өзниң ана тили, миллий кимлики, тарих вә мәдәнийәт мираслири қатарлиқ өзлиригә әзәлдин тәвә болған миллий вә ирқий алаһидиликлири арқилиқла мәвҗутлиқини сақлап қалалайду. Шуңа, әгәр бир милләт өзини сақлап қелишта тәһдиткә учирса, у милләт топлуқи чоқум мәвҗутллиқини сақлашни шәрт қилған һалда һәр вақит заман вә маканға мас келидиға һалда өзини өзлуксиз ислаһ қилип туруши, яшаш риқабитигә дадиллиқ билән чүшиши вә бу арқилиқ өзни күчләндуруп, һаятлиқиниң мустәһкәм йоллирин ечиши зөрур. Шуниң үчүн аҗиз милләт дәвир риқабитидин шаллиниш хәвпигә йүзлиниш еһтималлиқини сәзгән һаман өзининиң мәвҗут миллий мираслириға, һаятиниң қелиплишип кәткән әнәнә әндизилиригә тоғра вә имлий усулда диагноз қойиши, заманға яриша варислиқ қилалишни билиши, болупму мәвҗутлиқиниң әң негизлик тәркиви болған милий маарипини әң зор күч билән елип бериши шәртдур, әгәр ундақ қиламиса кәлгусиниң шәпқәтсиз риқабәтлири у милләт хәлқлирини өзлири халисун яки халимисун, башқа бир милләтнң тилида сөзлишигә, башқа бир милләтниң мәдәнийәт кимликидә яшашиға, қисқиси асимилатсийә болуп, өз мәвҗутлиқини йоқутиштәк өзини тирик өлтурушниң трагидийәлик комедийисини иҗира қилишқа мәҗбурлиниду. Бу инсанлар дунясиниң сиясий вә тарих сәһнисидә мушуниңға охшаш трагедийәлик оюнларниң көп ойналғанлиқи һәққидә көп мисаллар бардур. Шуңа тарих өгиништики мәқсәт өтмуштин ибрәт елиш вә бурун өткүзгән хаталиқни қайта өткүзмәслик үчүндур. Тарих бизгә шуни билдуридики, мәдәнийити күчлук милләтләр мәвҗут болуп яшиялайду, мәдәнийити аҗиз милләтләр болса дәвирниң риқабәтлиридин аста-аста шаллинип чүшүп қалиду вә уларниң нами кәлгүсиниң йезилидиған бүйүк қамуслирида «Йоқап кәткән хәлқ» ләр қатаридин орун елиш билән изаһлиниду.
Шуңа тарихниң адаләтсиз шапаити сәвәблик дөләт саһиби болуштин мәһрум болған уйғурлар өзлириниң келәчәктә бир милләт сүпитидә мәвҗут болуп туриши үчүн балилириниң тәрбийәсигә алаһидә көңул бөлуши керәк. Пәрзәнт демәк милләтниң әтә яшайдиған кишилири демәкдур. Биз балилиримизни яхши тәрбийәләп чоң қилалисақ андин милләткә қошидиған бир кишилик өз һәссимизни ада қилалиған болимиз. Буниң үчүн балилиримиз чоқум уйғур тили билән дәрис беридиған мәктәптә оқутиши, бу арқилиқ әң авал пәрзәнтләриниң ана тилини сақлап қелиштин ибарәт биринчи қәдәмни нәтиҗилик бесишиқа капаләтлик қилиши лазим. Андин кейинки қәдәмдә болса ата-анилар балилирини йоқури билим юртлирида негизлик кәсипләрдә оқутушқа күч чиқириши кәрәк. Бу арқилиқ пәрзәнтлиримизни кәлгүсидә авал үзиниң пайдиси үчүн, андин ата-аниси, андин кейин шу яшиған дөләт вә бир пүтүн уйғур хәлқиниң пайдиси үчүн ярамлиқ адәм болуп чиқиду.
Қисқиси, биз теничлиқ сөйәр уйғур хәлқи қәйәрдә яшимайли, биз шу яшиған дөлитимизниң қануниға аңлиқ риайә қилип яшишимиз, шу дөләт сестимисиға актиплиқ билән сиңип киришимиз вә бу арқилиқ өзимизниң вәтәндашлиқ бурчимизни ада қилалаймиз вә қанунда көрситилгән һоқоқлиримизни қоғдашқа капаләтлик қилалаймиз. Биз шундақ қилсақ, бир -бирлиримиз билән ом-инақ яшисақ, мәвҗут тәшкилат, мәктәп вә җамаәт сорунлиримизниң бирлик вә иттипақлиғини қоғдисақ, биз һич болмиғанда өзимизниң шу дөләт қануни тәрпидин берилгән гражданлиқ һоқоқлиримизни вә дуня етирап қилидиған ана тил, мәдәнийәт, маарип, иқтисадий вә сиясий қатарлиқ барлиқ һоқоқлиримизни қоғдиялаймиз вә униңдин үнүмлук пайдилиналаймиз. Буму бүгүнки мәдәний җәмийәттә бир бөлгидә топлушуп яшйдиған уйғур топлуқлириниң мәвҗутлиғини қоғдап қелишниң пайдилиқ чариллиридин бирлири болуп һесаплиниду дәп қараймән.
Бу мәзмунлуқ сөһбитиңиз үчүн тәшәккур! Илаһим, дунияниң һәрқайси җайлириға териқ данлиридәк чечилған уйғурлиримизға бәхит-саадәт, аман-есәнлик вә амәт яр болғай, җүмлидин, сизгиму утуқ-муваппиқийәтләр тиләймиз. Рәһмәт!
(Сөһбәт берилгән вақит: 2018-йили 26-январ)
Қазақистан җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң 2018-йиллиқ 1-март күнидики нәшири
http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=33726
материал мәнбәси: http://www.azizisa.org/uyghur_milliy_kimlikini_saqlash/