Пятница, 27 декабря, 2024
Аммибаб

Өтмүшниң өчмәс хатириси

Аманәт

1970-жиллири Әхмәтҗан Мәмәтов «Коммунизм туғи» гезитиниң баш муһәрири хизмитини атқуриватқан вақитлар болидиған. Өйгә телефон қилған редакция хадими дадамни гезитханиға келип кетишини өтүнүпту.

Редакциядикиләр Ташкәнт шәһиридә дадамни бир кишиниң издәватқанлиғи һәққидә хәвәр қилип у кишиниң хетини бәрди. Хәттики маканҗайи бойичә йолға чиқтуқ. Ташкәнт шәһиридики у адәмниму тепип кәлдуқ. Ана вәтинимиздин келип Өзбәкстанға орунлишип қалған бу кишиниң өйидә олтирип, бир аз муңдашқандин кейин (ечинишлиғи исим-шәрипи есимда қалмапту). Өзиниң гоминдаң тәрипидин мәҗбурий һәрбийликкә елинған уйғур яшлириниң қатарида болғанлиғинини ейтип бәрди. Дадам миллий-азатлиқ һәрикәтниң қатнашқучиси сүпити билән у вақиәләр-
дин яхши хәвәрдар еди, әлвәттә. Шу дәвирдики хәлқиниң азатлиғи үчүн қурван болған сәпдашлирини, қурби-яранлирини есиға алған дадам чоңқур ойға чөкүп кәткәнлигинини әву адәмниму қиран яшлиқниң хияллири чирмавалғинини байқидим. Бир вақитта гепимиз бизни бу адәмниң немә үчүн издигәнлигигә
йәни асасий мәсилигә көчкәндә у киши улуқ-кичик тинип:

– Биләмсиз Аббасқари ака, нәччә жил болди өзәмдики бу аманәтни сақлап жүргинимгә. «Қануний егисигә тапшуралмай дуниядин өтүп кетимәнму» дегән әндишә маңа арам бәрмәтти. Мана әнди өлүп кәтсәмму арман йоқ дәп көздин аққан яшларни сүртиветип, наһайити кичиккинә сандуқчини сунди. Әгәр шу пәйтни сүрәткә тартиш мүмкинчилиги болғинида, бу дәқиқә бизниң сулалә үчүн тарихий вақиәни әкис әттүридиған сүрәт болуп қалидиғинини шу вақитта етивар қилмиғинимға әпсуслинимән.

Гоминдаң армиясидә мәҗбурий һәрбий сәпкә елинған у акимиз чоң бовимиз Һәмдәмбәг һаҗи қамаққа елинған 1937–1938-жиллири түрмидә бир аз вақит күзәттә болған екән. Униң өзимизниң «қара көзимиз» екәнлигини билгән Һәмдәмбәг һаҗим бир епини тепип, «Имканийәт болса, оғуллирим йә Һамутқа, йә Аббасқариға тапшурарсән» дәп, бәргән екән. Һәмдәмбәг һаҗим бовимиз қанхор Шиң-Шесәй түрмисидин тирик чиқмайдиғанлиғини ениқ билгәчкә, өзиниң бу тумарини тапшуруп кетипту.

Дадам авайлапқинә бу аманәтни елип, сөйди вә көзигә сүртти.

Һәтта қәбри намәлум Һәмдәмбәг һаҗи бовимиздин пәқәт мошу күмүч сандуқчә мирас болуп қалди.Уни көз қарчуғимдәк сақлап келиватимән. Әвлаттин әвлатқа өткән бу сандуқчида әҗдадимиз қени төкүлгән муқәддәс топрақниң һиди бар. Бүйүк арзу-муддиалар билән яшаватқан миллитимниң паҗиәлик тарихиниң садаси бар.

СӘНӘВӘР

Әсирләр бойи қелиплашқан урпи-адитимиз бойичә дунияға кәлгән пәрзәнтниң исмини бова-момилири қоюши керәк. Тунҗа қизим дунияға кәлгән вақтида униңға исим таллашни дадамға ейттуқ. У ана вәтинимиздики миллий-азатлиқ һәрикәт ғалибийәткә йетип, Шәрқий Түркстан Җумһурийити қурулғандин кейин Миллий армиямиз Манас дәриясиниң йениға келип тохтайду. Геосәясий оюнлар ақиветидә, «11 битим» намлиқ келишим имзалинип, андин уйғур дияриға гоминдаңниң орниға коммунистлар келиду. Хәлиқниң арзу-үмүтлири күмпәйкүм болиду. Дәл шу вақитта миллий армияниң җәңчилири билән офицерлириниң арисида буниңға қаршилиқ көрсәткәнләр көп еди. Дадамниң ядида шундақ қорқумсиз яш жигит өзиниң «Бу дияр толуқ азат болуши керәк» дегән мәвқәси үчүн түрмигә қамилиду. Бу жигит Кеңәш Иттипақидин Өзбәкстан дияридин кәлгән екән. Униң вәдилишип жүргән, муһәббәт бағлиған қизи шу Өзбәкстандин издәп келиду. Униң түрмигә чүшүп қалғанлиғинини билгәндин кейин, уни түрмидин чиқиривелиш үчүн кечә-күндүз меңип кирмигән мәһкимиси, йолуқмиған рәһбәр қалмайду.

Бу қизниң қайтмас ирадисигә, җасурлиғиға көр­гән-билгәнләр һәйран қалиду. Садақәтниң үлгисини көрсәткән қизға апирин ейтишиду. Шунчилик җа­па-мәшәқәтләрни тартқан қиз сөйгән жигитини қу­тулдуруш йолини тапалмай бәк азап чекиду. Амма һәргиз үмүтини үзмәй кетип қалиду.

Бу вақиәләрни өз көзи билән көргән дадам мениң тунҗа пәрзәндимгә «Сәнәвәр» дегән исимни қоюшни тәвсийә қилиду. Шундақ қилип хәлқимиз тарихидики истиқбалини тавкаға қоюлған шундақ бир сәясий вәзийәттә муһәббәт билән садақәтниң үмүтварлиқ­ниң үлгисини көрсәткән қәһриман қизниң исмини өйүмиздә дайим атайдиған болдуқ. «Сәнәвәр» дегән исим истиқбалимизға болған үмүтни һәргиз үзмәс керәклигини дайим ядимизға салиду.

Дадамниң  җазаси

Дадам йеник машиниси билән Алмутидики вокзалға кәлгинидә, миллий азатлиқ һәрикәтниң қатнашқучиси Аблиз исимлиқ бир тонушини учритип
қалиду. У Атырав шәһиридә һәрбий хизмитини өтәватқан оғлини көрүп келиш мәхситидә Алмутиға кәлгән екән. Алмутидин Атыравға йолға чиқмақчи бопту. Яшлиғида қорқумсиз, җасур болған Аблиз ака билән иккиси өткән күнләрни әслишип, уни дадам өйгә тәклип қилиду. Өзбәкстандин кәлгән у киши дадам билән машиниға олтирип өйүмизгә қарап йол тутиду. Йол бойи дадам униң немә үчүн ана тилида сөзлимәйватқанлиғинини сорайду. У киши заман рәптайиға бола, һәтта паспортида йәрлик милләт болуп кәткинини ейтқинида, дадам машинисини тохтитип, өзи чүшүп ишикни ачидудә қәтъийлик билән «Сәндәкләр әслини йоқатсун дәп қан төкүп, инқилап қилдуқму? Чүш!» дәп чүшириветиду вә сумкисини йәргә қоюп қойиду. Чүшүп қалған у кишини виждан азави қийниған болса керәк, әтималим бир йәрдә олтирип һарақни хелә ичип қойиду. Һарақниң тәсиридин әтраптикиләрни беарам қилған болса керәк, уни милиция бөлүмигә елип кетиду. Тәртип-интизам наһайити күчлүк Кеңәш Иттипақиниң дәври еди. Милициядикиләргә «Аббас Мәмәдинов дегән туққиним, тонушум бар» дегән екән у милиция бөлүмидики бир Ирол дегән тонушум мениң иш орнум­ға хәвәрләйду. Мән бу хәвәрни аңлап, «Биздә ундақ һарақ ичип милицияға чүшидиған уруқ-туққанлар йоқ едиғу», дәп һәйран болдум. Барсам у роһий чүшкүн қияпәттә олтирипту. Уни тонушумниң ярдими билән чиқирип, өйгә беришимни илтимас қилғинимда бу адәм роһий азап билән жиғлап: «Балам, Аббасқари акамниң көзигә көрүнмәй қояй. Ундақ пак вижданлиқ инсанлар алдиға биздәкләрниң беришиға задила болмайду», дәп йолға селип қоюшимни илтимас қилди. Сәпәргә чиқиш алдида Аблиз ака маңа
«Балам, мән өйгә барғанда тонуш-билишләрни чақирип, чай қилип, қилған гуналиримни кәчүрүшни сорап, өз миллитимниң вәкили болуп қелишимни җакалаймән» дәп виждан азавини изһар қилди. Керәклик нәрсиләрни җабдуп, уни сәпәргә чиқирип қоюп, кәчқурун өйгә кәлдим. Өйимиздә қелиплашқан адәт бойичә дадам келип җозиға олтармиғичә дәстихан ечилматти. Кәчқурун иштин кәлгән дадам өзи һеч қачан сәздүрмисиму, көзидә хапичилиқниң әләңгиси бар еди.

Анамниң  тапқурлиғи

Ана вәтәндә инқилап партлашниң алдида тәшвиқат-тәрғибат ишлирини жүргүзгән мәхпий тәшкилатларниң паалийитидә Абдукерим Аббасовниң атқурған роли наһайити чоң. Дадам Абдукерим Аббасовниң әң йеқин, ишәшлик сәпдиши болған екән. Инқилап партлаш алдида турған вәзийәт пишип йетилгән шундақ күнләрниң биридә гоминдаңниң җасуслири дадамдин гуманлинип, бизниң өйдә тинтиш жүргүзмәкчи болиду. Өйгә киргәнләр дадамниң қоллирини қайрип тутқан чағда әһвални дәл вақтида мөлчәрләп үлгәргән апам тәшкилатқа аит һөҗҗәтни бөшүккә йошуруп, мениң билән биллә бөләветиду. Өйниң ичини тимисқилиғанлар һеч нәрсә тапалмайду. Бу мән дунияға көз ачқан 1944-жилниң қиш айлири еди. Дадамниң җәңгивар сәпдашлири «Бизни бөшүктики оғлуң қутулдуруп қалған», «Исим-шәрипимиз йезилған җайни нәмләп, бояп қойғиниға қариғанда идрәклик болидекән» дәп чақ-чақ қилип, һәзиллишәттекән. Маңа әс киргәндә, анамниң ейтип беришичә, шу һөҗҗәттә инқилапқа мәхпий рәвиштә тәйярлиқ қиливатқан шәхсләрниң тизими вә атқуридиған иши йезилған охшайду.

Ақ  кәптәр

Балилиқ дәвримдә, Ғулҗида туруватқан вақти­миз­да кәптәр бақидиған адитим болидиған, 1955-жили дадам қатнаш идарисиниң башлиғи болуп, хизмити Үрүмчигә йөткилип, аилимиз билән көчидиған болдуқ. Өзәм билән биллә икки ақ кәптәрни еливалдим.

Жүк-тақимизни бесип йолға чиқтуқ. Йол бойи дадам миллий азатлиқ йолида җәң болған йәрләрни, сәпдашлириниң қени төкүлгән җайларни көрситип маңди. Азатлиқ үчүн төкүлгән қанларни өзигә сиң­дүргән топрақта қизарған жулғун өскән далада ятқан қәһриманларниң роһиға атап дуа қилдуқ. Манас дә­риясиниң бойиға кәлгәндә дадам һәмимизни машинидин чүширивалди. Бу йәрдә болған җәңләр һәққи­дә сөзләп бәрди. Шәрқий Түркистан Армиясиниң дәл мошу йәрдә буйруқ күтүп турғанлиғини андин
келишим имзаланғанлиғинини ейтти.

Фәрхинур ана қизи Гүлбикә вә нәврилири билән. 1957-ж.

Әң еғир вәзийәттиму роһий чүшкүнлүккә бе­рилмәтти. Һәр иккисини миллий азатлиқ күриши пси­хологиялик җәһәттиму, җисманий җәһәттиму тавлиған еди. Нәқ мошу йәрдә хәлқимизниң бүйүк арзу-арманлириға тосуқ қоюлғанлиғини йешим чоң болғансери техиму ениқ чүшинишкә башлидим.
Дадамниң дәл мошу йәрдә «Балам, бир ишни башлиғандин кейин ахириға йәткичә тохтима. Шу чағдила нәтиҗигә йетисән» дәп мәслиһәт қилди. Бу сөзләр 11 яшлиқ мениң қәлбимдә мәңгүгә орнап, кәлгүси һаятим үчүн йол көрситидиған шиар болуп қалди. Дәл мошу йәрдә икки ақ кәптиримни учуривәттим. Улар қолумдин «пурридә» қилип қанат қеқип көккә көтирилгәндә, худди қолумдики бир «амәтни» қолдин чиқирип қойғандәк һиссиятқа чөктүм. Амма үстимиздә айлинип учқан ақ кәптәр­ләрму миллионлиған ақ көңүл қандашлиримизниң ақ изгү-нийитини ипадилигәндәк, әркинликниң тәмини тартип, асманда пәрваз қиливататти…

Дадамниң  ахирқи  баһари

Тәбиәтни ойғатқан өмрүмизниң йәнә бир баһари қәдәм тәшрип қилған 1984-жили еди. Һәр баһарни дадам алаһидә тәвриниш билән қарши алатти. «Мана қишму чиқти, баһар кәлди» дегәнлиримизни аңлиған дадам «Ана Вәтәнгә техи баһар кәлмиди» дәп хиялларға берилип кетәтти. «Дада, Аблиз дегән киши Ана Вәтәнгә берип уруқ-туққанлирини йоқлап кәпту», – дегән хәвәрни униңға йәткүзгәч униңға «Дада, Алла несип қилса сизму киндик қениңиз төкүлгән жутларға берип көрүп келисиз» дәп көңлини елишқа тиришаттуқ. Дадам деризидин нәзәрини узаққа ташлап, хиялчан көзлири билән бизгә беқип: «Ана Вәтинимни бүгүнки һалитидә көргинимдин инқилап жиллири вәтән үчүн җан бәргиним әвзәл еди», – дәп ейтти.

12-март күни балиларни апам билән дадамға қалдуруп, устазим, Қазақстан Җумһурийитиниң йеник санаәт саһасида алаһидә әҗир сиңдүргән Турсун Палтушевниң туғулған күнини тәбрикләшкә уларниң өйигә бардуқ. Меһманда олтарсамму көңлүм беарам болушқа башлиған еди. Өйгә қайтип кәлсәм дадамдин айрилип қаптимиз.

Аббасқари Мәмәдинов аилиси билән. 1956-ж.

Вақиә тәпсилатини кейин аңлидим. Дадам кәнҗә қизим Зульфирани қучақлиғиничә җан үзүпту. У вақитларда һәтта өй телефониму һәр кимниң өйидә боливәрмәйдиған заман еди.

Хәлқимиз күткән һәқиқий баһарниң келиши үчүн қиран яшлиғини атиған, Вәтинигә, миллитигә чәксиз етиқат бағлиған дадам баһарниң иккинчи һәптисидә йоруқ дуния билән видалашти. Һәр баһарда мәнму
дадам күткән баһарниң келишини тиләймән.

Кәчүр  бизни,  муқәддәс  зимин!

1989-жил. Яз айлири. Қәбирстанлиқ.

«Аббас бәңвашлиғиңизниң из-тамғиси қалған Куча дияридики өйдә икки оғлиңиз Ваққас билән Азат сизгә атап чоң нәзир берип, киндик қениңиз төкүлгән топрақтин бир сиқим топа елип кәлди. У дунияда сиз қайта көрүшни арман қилған Ана Вәтәнниң һидини болсиму пурап йетиң», – дәп анам қолида тутуп турған гүллүк қол яғлиғиниң түгүчини йешип униңдики топини қәбиргә сәптидә қалғинини йенидики балилири бизгә узатти һәм өтмүшниң өчмәс бир вақиәси көз алдида намайән болди…

«1961-жил. Миллий армиямиз генерали Мәрғуп Исқақов вә бир қанчә сәпдашлири билән бирликтә Ана жут билән хошлишип маңғанда, атам – миллий армия офицери Аббасқари Мәмәдинов ана топрақтин бир очум алғанда анам, «Аббас, әнди бизгә Ана дияр билән дидарлишишқа несип боларму?» – дәп җудалиққа толған көзлирини униңға қадиғанда, у тәмкинлик билән «Биз көрмисәк балилиримиз көриду» – дәп җавап қайтурған екән. Шу вақитта генерал-майор Мәрғуп Исқақов «Аббасқари, шейит болған оғланлиримизниң қияпити бир-бирләп көз алдимдин өтүватиду, улар сәптә туруп «Йолдаш генерал бизгә буйруқ қилиң!» десә, мән тилим тутулуп қалған кекәчтәк өзәмни һис қиливатимән» дегиничә, йәргә тизлинип олтирип «Бизни кәчүр, әй муқәддәс зимин» дәп бешини йәргә қойғанда һәммиси тизлинип, Ана Вәтәнгә сәҗдә қилған еди».

Анам ейтип бәргән бу вақиәләр әвлатлириниң хатирисидә өчмәс хатирә болуп қалди. Дадам дуниядин өткән чағда анам «Өмүр йолум аяқлашқан вақитта, мени дадаңларниң йениға қоюңлар» дәп вәсийәт қилди. 91 йешида баһар ейида дуниядин өткән анамму вәсийити бойичә дадамниң йениға дәпин қилинди. Йоруқ дунияда дадамға яр-йөләк болған, чәксиз муһәббәт, садақәт бағлиған анам, у дуниядиму дадам билән мәңгүлүк биллә болушини истигән охшайду…

Баһар күткән хәлиқниң икки пәрзәнди, Вәтининиң  баһари үчүн күрәшкән икки инсан баһар айлирида аримиздин кәтти. Мән ишинимән, әвлатлар бар йәрдә әҗдатларлар қалдурған из һәргиз жүтмәйду, атилар яққан чирақ һеч қачан өчмәйду. Әҗдатларниң йоқатқинини әвлатлар чоқум бир күни тапиду.

Ваққас Мәмәдинов.