Уйғур авази гезитиниң 100 жиллиғиға
Әсир садаси
Қазақ мәтбуатиниң 100жиллиғини нишанлаш билән бир вақитта Уйғур мәтбуатиниңму бир әсирлик мурасими болуп өтти.
Қазақстанда Ана тилимизда чиқиватқан һөкүмәт даирисидики йеганә қәрәллик гезит «Уйғур авази»ниң нәшир қилиниватқиниға 100жил толди. Жумһурийәтлик гезит Қазақстан вә чәт әлләрдики сәясий, ижтимаий вә жәмийәт йеңилиқлирини йорутуп, Ана тил, уйғур өрпи- адәт, тарихтин муһим учурлар вә мәшһур шәхсләр билән тонуштуруп, жәмийәт тәрәққиятиға үлүш қошуп кәлмәктә.
Қазақстан мәтбуатиниң 100жиллиғи һарписида «Уйғур авази» гезитиниң һули һесапланған биринчи қалиғачлардин болуп йоруққа чиққан «Садаий таранчи» гезитиниң нәшир қилинишиниңму 100 жиллиғи нишанланди..(Таранчи, демәк- уйғур садаси). Өз заманисидики мәшһур шәхсләр, тәтқиқатчи алимлар вә журналистлар, мәтбуат төһпикарлири миллий нәширятқа зор ишәнчә билән қарап мәзкур гезитни хәлқигә тәғдим қилған.Униңдин башқа «Коммунист»(Иштиракиун) гезити тәсис қилинип,бу гезит туркий тиллиқ хәлиқләргә ортақ тилда чиққан болса, йәнә уйғурчә «Қәмбәғәлләр авази» нәшир қилинған.
Уйғур әдәбий тилини тәтқиқ қилип, мукәммәлләштүрүп вә йүз бериливатқан вақиәликләр билән аммини тонуштуруш ишлири «Кәмбәғәлләр авази» гезити арқилиқ елип бериливатқан бир пәйиттә уйғур тилидики йәнә бир гезити Өзбәкстан компартияси тәркивидә «Қутулуш», кейинчә «Күнчиқиш һәқиқити», «Шәриқ һәқиқити»дегән намлар билән нәшир қилинди. Шундақла мәлумки латин алфавити асасида «Яш уйғур»(1923ж) гезити нәшир қилинишқа башлиған.
30жиллардин кейин «Қутулуш» (Шәриқ Һәқиқити)гезити өз сәһипилиридә көпләп Йәттису вә Пәрғанә уйғурлириниң мәхсәт-муддиаси болған әдәбий тил мәсилилири бойичә йезилған мақалиләргә орун бәрди.Мәсилән А. Муһәммәдийниң, Л. Әнсарийниң илмий мақалилири.Гезит һәмдә Шәрқий Түркистанда яшаватқан уйғурларни мутләқ нәзәрдин нери қалдурмиған.А. Розибакиевниң «Биздә тил әдәбият мәсилилири» , «Удул йол» буниң дәлили болалайду.
Улуқ Вәтән уруши жиллирида Қазақстанниң Алмута вилайитигә қарашлиқ Панфилов районида «Колхозчилар авази»,Уйғур районида «Сталинчи»,Челәктә «Колхозчилар әмгиги» нәширини давамлаштурди. Мәтбуат бәтлиридә «Совет Информ бюросидин», «Ахирқи хәвәрләр», «Жәңгиварлиқ эпизодлар», «Уруш мәйданлирида»қатарлиқ хәвәрлиридә алдинқи сәп вә арқи сәптики жәңгиварлиқлардин аммини хәвәрдар қилиштин ибарәт муһим учурларни берип турди.
«Коммунизм туғи» гезитиниң нәшир қилиниши.
Фашизм үстидин ғәлибә қазанғандин кейинму, Кеңәш жәмийитиниң ихтисадий, ижтимаий- сәясий вә мәдәнийәт жәһәттин тәрәққиятини тез арида жуқурий пәллигә көтүриш үчүн әхбарат васитилири әң асасий роль ойнатти. Шундақ бир шараитта 1957жили 1марттин башлап уйғур тилида «Коммунизм туғи» гезити нәшир қилинишқа башлиди.Бу уйғур тилида йоруққа чиққан асасий мәтбуат оргини болу, тарихий орунға егә вақиәлик болди. Бу гезит алдинқи нәширләрниң давами сүпитидә муһим вәзипиләрни атқурушқа башлиди.
Гезит сәһипилири хәлиқарада болуватқан йеңилиқлар, мәмликәт вә жумһурийәт хәвәрлири, илим-пән, санаәт тәрәққияти, терилғу вә башқа ишләпчиқириш саһалиридики утуқлар шундақла миллий маарип, әдәбият – сәнъәт саһалирини өз ичигә алидиған мавзуларда йоруқ көрди.
«Қериндаш жумһурийәтләрдә» дегән рубрика астида Өзбәкстан, Қирғизстан вә Түркмәнстанларда яшиғучи уйғур әмгәкчилириниң мәдәний һаятини, әмгәк паалийитини тонуштуруп турди. «Ақ алтун вадиси» намлиқ рубрика Әнжан вилайитигә беғишланди. Шу жәриянда Челәк, Яркәнт, Әмгәкчи-Қазақ, Или районлири, Алмута, Ташкәнт, Әнжанлардин, Фрунзе (Бишкек) вә Ош шәһәрлиридин жәмий 2337 хәт елинған.
Кейинки жилларда тарихий Вәтәндин кәлгәнләр нәзәргә елинған һалда «Коммунизм туғи» гезитиниң қошумчиси болуп әрәп графикисида «Йеңи һаят» гезити тәсис қилинип уйғур хәлқимизниң мәтбуатқа болған тәшналиғини техиму қандуралиди. Қазақстан мустәқиллигини алғандин буян «Коммунизм туғи» «Уйғур авази» билән атилип өз вәзиписини техиму кәң көләмдә атқуруп кәмәктә.
Төвәндә биз һәр қайси жиллири гезитлиримизниң муһәррирлик вәзиписини атқурған шәхсләрниң рәсимлирини тонуштурмақчимиз.
Тәйярлиған Наилә Турсун.