Понедельник, 23 декабря, 2024
АммибабУйғурлар

МӘН – БҮЙҮК РОҺ!

 

 

(Абдумежит Дөләтовниң туғулғиниға 70 жил толуши алдидин)

Түн бойи уйқум қечип, сәһәрдила көзүм илинип кетипту. Жирақтин аппақ кийингән үч кишиниң йолда келиватқинини көрүватимән. Бирси сәллисини бешиға егиз йөгигән, қолиға қелин китап тутқан бовай дәймән. Синчилип қараймән. «Һой, мону биз китапларда көргән классик шаиримиз Әлишер Наваийниң симасиғу? Йенидикиси, улуқ рус шаири Сергей Есенин. Паһ, үчи тазиму муңдишип кетипта? Оттуридики кимкинә? Ким билән сөһбәтлишип келиватидиғанду?

Туюқсиз қол телефоним жириңлап кәтти. Көзүмни аранла ечип, тиңшидим. «Авут ака, Абдумежит акам вапат болди» дегән сөзни аңлидим. Шум хәвәрни аңлишим билән амалсиздин көзүм қайта жумулди.

Чүшүм давамлашти. Әнди Әлишер Наваий билән Сергей Есенинниң оттурисида күлүмсирәп турған егиз бойлуқ, қара қашлиқ  Абдумежит ака Дөләтовни тонудим…

Чүшүмни үзүп, охинип кәттим. Бешимдин бир қапақ су қуюлди. Ичим тит-тит болуп, қәлбимни йерип қандақту бир илаһий күч  мейәмдин чиқти. Телефонда аңлиғиним билән чүшүмдә көргинимгә йә ишиниш, йә ишәнмәсликни билмәй тәнтирәп қалдим. Мән йөлинип турған егиз тағ көз алдимдила ғулимақта еди. Чип-чип тәр басти. Тилдин қелип, бөлмидә алди кәйнимгә меңишни давам қилдим. Әс-һошумни жиғип өзәмни орундуққа ташлишим билән көзлирим нәмлишип, паянсиз дил азавиға, ойға кәттим…

…Билгин һаят!

Бир пәрзәнди уйғурниң,

Барлиғини салғач сениң ядиңға.

Наваийниң юлтузини пир тутқан,

Абдумежит Дөләт жүрәр алдиңда! – дегинини пичирлидим.

«Абдумежит Дөләтовниң дилидә Наваий билән Есенинниң роһи мужәссәмләнгән. У жигирмә йешидә дәсләпки «Мән жигирмидә» топлимини мәйданға атти.  Шуниңдин кейин жигирмидин ошуқ китап, үч йүзгә йеқин нахшиларниң мәтинини язди.  Абдумежит  бүгүнки уйғур әдәбиятиниң пәхри. Йоруқ юлтузи» дегәнни сәясәтчиләр, әдәбиятчилар, тәтқиқитчилар,  алимлиримиз әмгәклиридин оқуған. Қериндаш қазақ хәлқиниң атақлиқ журналистлири: «Әбекең заманивий уйғур мәтбуатиниң пири. Әбекең қайси мавзуға язмисун, тәржимә қилмисун, өз ишини жуқури маһарәттә орунлайдиған, жавапкәрликни сезидиған тәжрибилик журналист» дегәнлирини көпиниң ағзидин өз қулиғим билән аңлиған. Аңлап, акам билән дайим пәхирләнгәч, худди мени махтаватқандәк хошал болаттим.

Әнди «Абдумежит ағрип қапту» дегәнгә зади ишәнмигән. Мабада, аңлап, йоқлап кәлсәң дайим иш үстидә, ақ қәғәзни қара қилип олтарғинини яки аяли Заһидәмгә компьютерға чүшәргүзүп, йеңи әсәрини оқуп бериватқининиң гувачиси болаттим. Кәлгән мәхситимгә бола соалимға күлүмсирәп жавап берип, оғли Әлишерни әркилитип, мавзуни башқа яққа йөткәп кетәтти. Өзиниң  ағриғи һәққидә еғиз ачматти. Әксичә, өзи муқәддәс көридиған «Уйғур авази» гезити, редакциядики ишдашлириниң саламәтлиги, һал-оқити, ғемини қилип, гәпни шу яққа ағдуратти.

«Дөләтов гезиттин кетипту», дегәндиму ишәнмигән. Чүнки, өмриниң тәң йеримини миллий мәтбуатқа беғишлиған тәжрибилик журналист, адил әзимәтниң һөрмәтлик дәм елишқа чиқишиғиму бир аз вақит қалди, кетип қелиши мүмкин әмәс, дәп ойлаттим. Шундақла, униң кетишигә, бир парчә нанни тәң бөлүшүп йегән, бир «қазанда» қайниған, хошаллиғида ойнап, күлүшкән, тәжрибисини өзлириниң бойниға тумар қилип асқан ишдашлири, қәләмдашлири йол  қоймайду, дәп ойлиған.  Әпсус… Кейин қәлб дәрдини өзиниң ағзидин аңлап яқамни туттум. Болған вақиәни «Бәш күн бош, икки күн дәм елиш» китавимға киргүздүм. Шәхсий мәнпийәт үчүн дост садақитидин кәчкәнләргә немә дейишимни билмидим. Илажисиздин Абдумежит акамниң:

Қанчә жилни өткәздуқ әгишип биз,

Нәп бәрмәс бир гаччиға йөгишип биз,

Ахири немә болди?

Қилған иш йоқ…?

Техичила жүримиз тәгишип биз, —  дегән шеири ядимға келиду.

Ахирқи сәпәргә узитип, видалашқан пәйттә дайим очуқ турған егиз асман, тәбиәт бузулуп, боран чиқип, уйғур әдәбиятиниң бүйүк бир намайәндисиниң бақи дунияға атланғиниға чидимай, һәтта, йәттә қатлам пәзасидин яшлирини төкти. Буниңға мәнла әмәс, йолни жирақ демәй, пүткүл Қазақстан дияридин шаирға ахирқи һөрмитини билдүрүп кәлгән уйғур зиялилири, сәясәтчиләр, язғучилар, наһийә рәһбәрлири, тижарәтчиләр, қисқиси, аддий әзиз хәлқимму гувачи.

Әнди жуғучиға киргәнләрни аңлайли. Дәриядәк кәң көксигә қарап көрәйли. Қәлб нидаси шунчеликки, әдәбиятимиздики кәйнигә чекиниш, избасарларниң тапчиллиғи, ижадий зиялилиримиз арисидики бир-бирини чүшәнмәслик әһваллириға көйүнгән, дост садақитини издигән шаирниң муштумдәк назук жүриги сиртқа чиқалмай, мәйдисини өртәп:

…Бәччиғәрләр арида көпийип кәтти,

Қуруқ сөздин өй селип — мәхсәткә йәтти.

Әл ичидә жүриду онлап «Чаңмоза»,

Аһ, бечарә хәлқимни мәсхирә әтти…

Барму милләт

Бизләрдәк сазлиққа патқан,

Аптаптин қечип башни сайиға атқан.

Немә демә?

Ямини, дүшмән алдида,

Оңмайду бу өмүрдә вижданни сатқан!  дегәндәк еди…

Гайилар «Абдумежитниң қәнт диабети  кесили бар екән дейишти». Раст, өзи мунайим, кичик пейил, ақ көңүл, гәплири һәсәлдәк татлиқ Абдумежит акамниң ундақ ағриғи бар еди. Амма һаяттин өзәңлар көрүватисиләр, өзәңлар гувачи, мундақ кесәлгә челиққанлар онлиған жиллар яшаватиду.

Алла таалла Абдумежит ака Дөләтовқа инсанға хас һәммә пәзиләтләрни бәргән екән. Өзи келишкән, ой-пикри салмақлиқ, егиз бойлуқ, қара қашлиқ. Тавутта йетишиға көз жүгәртәйличу! Жансиз чеһридин:

Жүтирип қойдумму үмүтимни мән,

Көчирип қойдимму үмүтимни мән.

Ишинип гепигә бир ялғанчиниң,

Өчирип қойдумму отлиримни мән.

 

Қолумдин чүширип чириғимни мән,

Қойдумму «сундирип» йоруғимни мән.

Дәштләрни – чөлләрни макан әйлидим,

Қоғдалмай беғимни – қоруғимни мән…

…Һәй, тәңрим!

Аләмдә мәнму бир бәндә,

Түгимәс нур бәргин, күч бәргин тәнгә.

Аяп нә қилай мән кичик женимни,

Көйсәм,

Көйүп кетәй әзиз Вәтәндә! – дегән мисралири орғуп турғандәк. «Һәй, хам сүт әмгән бәндиләр! Тиригиңдә бир — бириңни қәдирләшни билиңлар. Бу дунияға биз ялиңач келип ялиңач кетимиз. Қолуңдин кәлсә, бир-бириңгә ярдәм қолуңларни сунуңлар» дегәндәк ятиду.  Очуғини ейтсам, Абдумежит акам тиригидә шу гәпни қайта, қайта дәйдиған. Униңға мән гувачи.

Гайилар, мақалини оқуш жәриянида: «Авут қәлимини йөткәп «анатом-паталог» болуп кәткәнму, немә?» дәп ойлайду, тайлиқ. Устихансиз тилни тутуп болмайду. Шуниң үчүн, ундақларға жавап йезиш, һәқиқәтни йәткүзүш үчүн қәлимимни ташлимаймән. Ташлисам, акамниң роһи алдида гунада қалимән. Чүнки, мениң қәлимимгә ишинип миллий  әдәбияттин орнумни тепишимға сәвәпчи болған, күч-қувәт, мәдәт бәргән әзиз, бүйүк инсанларниң бири — мошу чоң һәриптики шаир Абдумежит ака Дөләтов.

Вақит өтүп аримизда йоқлуғиға хәлқим өкүнидиған Абдумежит акиниң туюқсиз өлүми жиллап көмүлүп ятқан бир һәқиқәтниң көзини ачиду. У болсиму роһий азапта өткән язғучи-шаирларниң, алимларниң дәрди. Мән униңға ишинимән.

…Ажизларни бозәк қилған заман бу,

Көзгә илмай, дәссәп, урған заман бу.

Пайдисини елип пәқәт өзигә,

Тамашини өзи көргән заман бу.

 

…Немә дәйсән?!

Бу — әшундақ заман бу.

Кимгә — сарай, кимгә -қондақ, заман бу.

Шүкри дәйсән, өзәң билмәй немигә,

Кимгә — чарбағ, кимгә — тупрақ, заман бу.

 

Беғиңға таш атидиған заман бу,

Кәч кирмәй күн патидиған заман бу.

Даналириң босуғида хорлинип,

Надан төрдә ятидиған заман бу.

Абдумежит акам  өзи қоюқ арилашқан язғучи-шаирларниң қисқа өмри, вапатини тәвриниш илкидә пат-пат әсләтти. «Улар питнихорлуқ, ялихорлуқ, сатқунлуқ,  көрәлмәслик, роһий азапниң қурванлири. Заманисида биз шуларни қоғдалмидуқ. Бепәрвалиққа йол бәрдуқ.  Бизни йәнә немә күтмәктә? Новәттә ким туриду?» дәтти.

Һазир һәқиқәт аян. Роһий азапниң йәнә бир қурвини өзи болди. Һәммини ичидә сақлаймән дәп жүриги, пак дили чидимай,  көйүп кәтти…

Мундақ гәпләрни дейиш, йезиш бир қаримаққа натоғра иш. Өзимизниң орисини өзимиз қезиш, кәйнимизни ечиш билән баравәр. Амал қанчә? Йәниму йошуруп, дилимизни зедә қилип жүрүвәрсәк өлүп түгәймизкән. Шу чағда милләтниң тилини, дилини ким сақлайду? Униңсизма, Қазақстанда яшаватқан икки йүз атмиш миң уйғурға бөлүп көрсәк, һәр он миң уйғурға бир язғучи-шаир аранла тоғра келидекән. Дәрияниң тамчисидәк әзиз әзимәтләрни немишкә хорлаймиз? Шәхсий мәнпийәттин қачан кечимиз? Өзимизниң арами үчүн вижданимизни сетип йәнә биридин немишкә өч елишқа маңимиз? Һәй, адимизат, жуқурида кәлтүрүлгән рәқәмгә немишкә етивар бәрмәймиз? дәп вақируғум, жар салғум келиду. Язғучи-шаирларниң зарини аңлайдиған, қол-қанат болидиған,  қоллайдиған әзимәтләр барму, зади? дәп хәлқим ичидин издигүм келиду…

Абдумежит акам кейинки йерим жил  ичидә тохтимай ишлиди. Язғучилиримизниң йешиға йетип, кәйнидин әгишип келиватқанлар санақлиқ болғанлиғини ечиниш билән әсләп, бир топ ижаткарларни әтрапиға жиғди. «Тәңритағ» әдәбий бирләшмисини қурди. Несиһәт, мәслиһәтлирини берип, пәқәт йезиш, йәнә йезиш керәклигини уларниң дилиға сиңдүрди. Сүйәксиз тилни тутуп боламду. «Абдумежит әтрапиға талантсиз яшларни жиғиптәк» дегән сөзләрни аңлиди. «Мәйли, вақит көрситиду. Заманисида Һезмәт Абдуллинни «әдәбиятимизниң ялған чечиги» девиди. Һазир у әдәбиятимиз гөһири»,  деди. «Қазақстан – мениң Вәтиним»  коллективлиқ китапни өзи ялғуз топлап, һамийларни тепип, йәтмигинигә қәриз елип йоруққа чиқарди. «Китапқа чоң язғучиларни киргүзмәпту. Улар иккигә бөлүнүпту» дегәнни аңлиди. Йәнә, «мәйли, кейин чүшиниду», деди.  Сатидиған вақитта пули барлар уни қиммәт деди. Шараити начарларға бекарға таратти.  Әнди дәсләп Уйғур наһийәсиниң Ғалжат, кейин Ачиноқа йезисида өткән китапни тонуштуруш учришишлири әжайип болди. Уйғурниң язғучи, шаирлириға тәшна болған, шәхсий мәнпийәт дегәнни зади билмәйдиған садиғаң кетәй аддий хәлқим уларни қучақ йейип күтүвалди. Қиммитигә қаримай, китапларни  сетивалди. Китап мухлислири топламниң ичидики яш талантларни көрүп, әсәрлирини оқуп, көз яш қилғинида биз Абдумежит акиға апирин әйлигәч, башлиған иши тоғрилиғиға көзүмиз йәтти. Шуниңдин кейин Абдумежит ака, жирақ демәй, у жутларға яшларни әгәштүрүп, бир нәччә қетим барди. Жут пәрзәнтлири Худавәди, Тохтасун акиниң қоллишида Ғалжат билән Ачиноқа тоғрилиқ нахшиниң мәтинини түзди. Пәрһат Давутовқа музыкисини яздурди. Гүлвира Разиева, Малик Садиров һәм мениң китаплиримға муһәррирлик қилди. Абдумежит акиниң талантини наһайити үстүн баһалайдиған Қуддус Ғожамияров намидики Уйғур театриниң  мудири Адилжан Жанбақиев униңға театрниң драма бөлүмини башқурушни тәклип қилди. Қисқа вақит ичидә қазақ хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди Шәмси Қалдаяқовниң өмүр паалийитигә беғишланған «Цыган серенадиси» әсәрини тәржимә қилип сәһнигә чиқарди. «Бәлдиңдики сөһбәт» китавини нәширгә тәйярлиди. Китап чиқиши билән йәнә бир китапқа тутуш қилди. «Авут, Ату пажиәсигә мунасивәтлик  дастанни тамамлидим. Чиқириш үчүн сүрәтләр керәк» деди. Ағзимдин рәссам Диас ака Қурбановниң бир сүритини көргиним чиқип кетипту. Әтиси Абдумежит акам Қорамға берип, ядикарлиқларни  чүшәргәч, сүрәтни елип кәпту. Бир һәптә өтмәй «Роһлар сөзләйду» китавини бизниң өйгә көтирип кирипту. «Биз, бизла дәймиз. Атақлиқ хирург  Қасим ака Қадировму заманисида шаир болған екән. Әнди шуниң топлими үстидә ишләватимән», деди у йеңи, басмиханиниң бойиғи пурап турған китавини маңа соға қилғач. «Ака, китаплар техи сетилмиди. Нәдин ахча тепиватисән?» соридим чақчақ қилип. «Өйни немигә саттим. Керәк болса саңиму йетиду» деди у маңа күлүп қарап. Әтиси әжайип маһарәт билән йезилған, пүткүл вужуди тәвринип-титригән қәләм саһибиниң жүрәк нидаси аңланған «Ату», «Роһлар сөзләйду», «Ашиқлар қарғиши» дастанлирини, йеңи шеирлирини оқуп чиқтим. Дәсләптә Роһ у өзи екәнлигигә ерәң қилмиғинимға әпсуслинип, вапатидин кейин йәнә бир,  қайта оқудим…

…Мән –Роһ!

Мән – бүйүк роһ!!!

Мән бармән, мән миллитимгә ярмән,

У һеч қачан өлмәйду!

Өз миллитидин йәрдә туруп кәчкәнләр

Тирик өлгәнләр.

Тирик мурда болуп жүргәнләр!…

Әвлат мошуни билсә болатти,

Шу чағдила

Келәчәк аңа күләтти!

Роһниң өлгини,

Гекитәкниң боғулғини.

Шақирап аққан дәрияларниң

Бевақит соғулғини!

Мән өлмәйдиған,

Һеч кимгә сетилмайдиған,

Муқәддәс роһ!

Нурпәрәс роһ!!!

…Кишәнләр қолдин,

Дилдин елинғанда!-

Тирикләрла әмәс

Биз – Роһлар жүриги йерилип кәтсә…

Мәйлиди.

Хошаллиқ жиғимиз

Әрши – аллаға йәтсә,

Мәйлиди!

Бизни адәмгә көрситидиған

Бизниң байлиғимиз.

Бизни аләмгә

Көрситидиған

Бизниң  — Байриғимиз!

Мән – роһ!

Мән – муқәддәс роһ!!!

Тирикләр қәлбини өлтәрмәйдиған,

Әвлатқа мустәқиллик тиләйдиған…

Һазир ойлаймән. Абдумежит акам жүригиниң узақ чидимайдиғинини туйған екән. Шуңа, у, алдирапту. Йерим  жил ичидә биз яшларни бириктүрди. Йеңи әсәрләрни тәйярлиди. Жирақ жутлар билән үзүлгән алақини орнатти. Ишләмчанлиқниң, туғулған өз йериңни сөйүшниң үлгисини көрсәтти. Челәк, Байсейит, Ачиноқа, Ғалжат жутлириға мунасивәтлик нахшиларниң мәтинини йезип, қалдурди.

Армини – аддий хәлқи  атақлиқ зиялилиримизни көрүшкә тәшна Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу, Ақтам, Чонжида, Яркәнт тәвәси, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң қедимий жутлирида,  вә, әң ахирида, әдәбиятимиз билән мәдәнийитимизниң мәркизи Алмута шәһиридә китапханлар билән учришиш өткүзмәкчи еди… Әпсус, арман арман петичә қалди.

Шагиртлири қәлбидә улуқ шаир болуп мужәссәмләнгән Абдумежит акиниң:

Тапқан дуниясини,

Ятақ үчүн хәшлигәнни йоқ демә.

Чечип-төкүп барини,

Атақ үчүн хәшлигәнни йоқ демә.

ххх

Өзини шир чағлиған,

Башқини әр чағлимас.

Милләткә жан көйдүрүп,

Һеч қачан бәл бағлимас.

ххх

Бурун жигитләр мәшрәптә көйәтти,

Сорунда жүрәтти.

Һазир жигитләр сорунда көйиду,

Базарда жүриду.

ххх

Мукапатлири бир аз бар,

Башлиқ болғанда алған.

Йезиштин қачан қалғили,

Ейтқини пәқәтла ялған.

ххх

Йегәндә,

Соримайду нәрқини.

Дегәндә,

Айрип кетәр пәрқини.

ххх

Иғвагәрниң

Өзи ишлимәйду,

Сөзи ишләйду!

ххх

Һәммә нәрсигә рәнживәрсәң,

Ахмақ болуп қалисән.

Һәмминиң тоғра, раст дәвәрсәң,

Башқилар қолида

Тохмақ болуп қалисән…  дәп язған қурлирини оқуп, хиялимға йәнә бир ой кәлди.

Һәр заманниң даналири әқил-сөзини, әсәрлирини йезип өзлиригә мәңгүлүк ядикарлиқ орнитип кетидекән. Абдумежит акамниңму жуқурида язғанлири шуниңға гува. У бизниң, жапакәш уйғур хәлқимниң қәлбидә даналарниң данаси болуп қелишиға ишинимән. Униң шеирлири, әқлийә сөзлири вақит өтүп ривайәткә айлиниду. Башлиған ишини, қалдурған еқидисини биз, яшлар, давамлаштуримиз. Қериндаш қазақ хәлқиниң классик шаири Абай Қунанбаевни Абай қилип дунияға тонутқан Мухтар Әвезов екәнлигини һәммә билиду. Бизниң хәлиқниң ичидә Абдумежит Дөләтовни тонутидиған киши йоқму? Бар. Абдумежит акини дунияға тонутидиған  өзимиз, келәчәк әвлат. Ишәнчим камил, униң әсәрлирини тәтқиқ қилиш арқилиқ көплигән яш алимлиримиз йетилиду. Пәқәт қәлбимизни кәң тутуп, адил нийәтлиримизни бирләштүрсәк у мәхсәткә чоқум йетимиз.

Ятқан йериң жәннәттә болғай, роһлириң бизни йеңи ижат мәйданиға башлиғай, Абдумежит ака. Қуруқ сөз әмәс, әмәлий иш билән техи талай даванлардин ашимиз.

«Даналар жүрәр бәлким қешимизда,

Қол-қанат болуп турмуш-ишимизда.

Шундақ екән,

Қәдирләп, биз уларни,

Таж қилип көтирәйли бешимизда», -дәп бизгә несиһәт қилип  язғиниңдәк, назук диллиқ шаир-язғучиларниң исмини өчәрмәскә, башлиған ишиңни давамлаштурушқа бар күчимизни салимиз.

Авут МӘСИМОВ,

балилар язғучиси,

Қазақстан Язғучилар иттипақиниң  әзаси.

Мустәқил «Илһам» вә «Турған Тохтәмов» намидики

мукапатларниң саһиби.

Илавә: мәзкүр мақалә китаптин башқа һеч бир нәширләрдә бесилмиған. Шуңлашқа, мүмкинчилиги болса, көпирәк таритилип, яшлиримизниң оқуғинини халиған болар едим. Чүнки вижданини сетиш әһваллири он жил илгириму барти, һазирму таза әвжигә йетиватиду.