Суббота, 21 декабря, 2024
Уйғуршунаслиқ

Махмут Абдурахманов

 

 

Һөрмәтлик китапхан!
Махмут Абдурахмановниң исми Қазақстан вә чәт әллик кәң уйғур җамаәтчилик аммисиға яхши тонуш. Мошу җәһәттин елип қариғанда, хәлқимизниң иллиқ-иссиқ еһтирамиға бөләнгән Мах- мут акиниң миллий мәдәнийитимиз, әдәбият-сәнъитимиздә тутқан орни чоң һәм алаһидә екәнлигини һәр ким яхши билиду. У өзи- ниң жуқури билимлик, мәдәнийәт саһасидики илғар пикирлик вә салаһийәтлик шәхс екәнлиги билән, өз хулқи-мүҗәзигә хас һәм һеч кимгә охшимайдиған тимән-тетиклик, бәс-муназирә туғдурған бәзи чигич мәсилиләрдә қәт’ийлиги арқилиқ һәқиқәтни мәйданға елип келиш үлгисини нәмунә қилалайдиғанлиғи билән, милли — тимизниң чоң-кичик мәсилилиригә һеч қачан бепәрва болалмай — диғанлиғи билән, хәлқимизниң хатирисидә мәңгүгә қалди. Махмут ака мәзмунлиқ һаятиниң асасий қисмини миллий әдәбиятимизниң риваҗлиниш җәрияниға беғишлиған әдип. Студентлиқ дәвридин башлап, та өмриниң ахирқи дәқиқилиригичә Совет уйғур әдәбиятида көзгә көрүнгән истедатлиқ шаир-язғучилиримизниң әмгәклирини тәтқиқ қилиш, уларни көпчилик китапханлар аммисиға һавалә қилиш, шу җүмлидин, мәктәп дәрисликлиридә яш әвлатқа үгитиш мәсилилиридә наһайити зор вә бебаһа әмгәкләрни атқурди. Та һазирғичә оқутиливатқан мәктәп дәрисликлиридә Махмут акиниң әҗри бар екәнлигини инкар қилишқа болмайду. Ейтмақчи, униң студентлиқ дәвридә, йәни 1958-жили дөләт тилида йезилған диплом ишиниму мошу топламға киргүзүшни тоғра дәп таптуқ. Чүнки, әйнә шу әллигинчи жиллардин башланған әдәбиятшунаслиқ тәтқиқатлирини Махмут ака өмриниң ахириғичә байрақ қилип көтирип кәлгән шәхс. Махмут акиниң илмий монографиялик китаплири билән йеқиндин тонуш кишиләр, униң 20–30-жиллардики Совет уйғур әдәбиятиниң башламчилириға ядикарлиқ орнатқанлиғи билән баравәр әмгәк қилғанлиғиға шәк-шүбһә кәлтүрәлмисә керәк, әлвәттә. Шуниң билән бир қатарда Қазақстан җумһурийити миллий мустәқилликкә егә болғандин бу ян йезилған һәр қандақ әдәбий әсәрләрни күзитип өз пикрини илмий асаста ейтип кәлди вә йеңилиқларға баһа бәрди. Махмут ака милләтпәрвәр шәхс. Өз миллитини җан дили билән сөйгән хәлқимизниң бир туғулар пәрзәнди. Шеирлирида вә кейин нахша аһаңлириға тәңкәш болған қурлардин ана вәтәнгә, мунбәт зиминға болған муһәббәт етиқати, униң хуласиси ретидә отлуқ қәлби билән сиғиниш, сеғиниш кәби һиссиятлири һағда екәнлиги рошән. Вәтән әркинлиги, Вәтән истиқлали һәққидики арзу-арманлири униң шеирлирида урғу билән ейтилидиған философиялик пикирлири һәр бир уйғурниң қәлбидин орун алғанлиғиму һәқиқәт. Қолуңиздики мошу топламғиму техи һеч йәрдә елан қилинмиған, әйнә шу җаниҗан вәтәнни күйләйдиған, мәдһийиләйдиған, униң азат-әркинлигини кинәйдиған шеирлири түпләнди. Махмут ака жуқури мәдәнийәтлик вә алий пәзиләтлик зияли еди. Униң әтрапидики дост-бурадәрлириму хәлқимизниң көрнәклик вә бир туғулар инсанлиридин болди. Әйнә шу зиялилиримиз һәққидә йезилған һәр бир мақалилирида уларға нисбәтән толиму чоң һөрмәт билән шу инсанларниң миллитимиз үчүн нурғун беминнәт әмгәкләрни әмәлгә ашурғанлиғини язиду. Сиз, һөрмәтлик китапхан, мәзкүр топламдин мана шу хилдики мақалиларни оқуғанда, Махмут ака қәйт қиливатқан атақлиқ шәхслиримизниң бир пүтүн һаятий образи көз алдиңизда гәвдилинидиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Бу хил мақалилардики муәллипниң сәмимийлиги арқисида, униң һаят вақтида йүз бәргән қизиқ һәм иллиқ вақиәләрниң шаһиди болалайсиз. Жуқурида ейтип кәткинимиздәк, М. Абдурахмановниң дост — бурадәрлири, өзи алаһидә һөрмәт билән қарайдиған қәләмдашлири вә йүзлигән шагиртлири бар Устаз, Алим, Шаир еди. Уларниң арисидики иссиқ-иллиқ мунасивәтлири дайим әдәбият, илим-пән,
мәдәнийәт, маарип мәсилилири билән чәмбәрчас бағлиқ болидиған. Бу тәбиий. Чүнки Махмут ака мошу саһаларда көзгә көрүнгән әдип вә хәлқимиз үчүн муһим һесапланған мәсилиләрни чоңқур һис қилатти вә уларниң йешилиш йоллирини тепишни биләтти. Мана шу алимлар, язғучи-шаирлар, шагиртлири, дост-бурадәрлири һелиму әдипкә алаһидә еһтирам билән исмини тилға елип, һөрмәт билән уни хатириләйду. Мәзкүр топлам уларниң Махмут ака һәққидә әслимә-хатирилири билән толуқланди. Топламни нәширгә тәйярлиғучилар әдипниң шәхсий архивидин пайдилиниш имканийитини яратқан Махмут Абдурахмановниң пәрзәнтлири вә қериндашлириға, униң мәшрәп әһлигә, шу жүмлидин профессор Бәһрим Ғлавдиновқа, Махмут Нурахуновқа, Абдумеҗит Абдуллаевқа тәшәккүр изһар қилиду.

Топламниң җавапкәр муһәррири Тельман Нурахунов.

Махмут Абдурахмановниң Һаят-паалийити.

М. Абдурахманов 1934-жили 20-июль күни Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ташкәнсаз йезисида туғулған. 1958-жили шу чағдики Киров намидики Қазақ дөләт университетиниң филология факультетини тамамлап, әмгәк паалийитини “Коммунизм туғи” (һазирқи “Уйғур авази”) гезитиниң редакциясидә мухбирлиқтин башлайду. Андин Қазақ ССР Пәнләр академиясиниң Уйғуршунаслиқ бөлүмидә чоң илмий хадим болуп ишләйду. 1983-жилдин тартип Абай на- мидики Қазақ миллий педагогика университетида кафедра башлиғи, оқутқучи сүпитидә паалийәт елип бариду. М.Абдурахмановниң исмини хәлқимиз истедатлиқ шаир, атақлиқ алим вә қәлими өткүр публицист сүпитидә алаһидә һөрмәт билән тилға алиду. Униң қәлимигә мәнсүп болған “Жүрәк хаһиши” (1967-ж.), “Қәлб нахшилири” (1967-ж.), “Өрләш йолида” (1979-ж.), “Даванлар” (1983-ж.) “Қәдәмләр” (1984-ж.), “Уйғур кеңәш әдәбиятиниң тарихи” (1984-ж.), “Жиллар садаси” (1999-ж.), “Түгүнләр” (2004-ж.), “Маһарәт чоққисиға интилип” (2009-ж.) вә башқиму нәзмий һәм нәсрий топламлар, илмий әмгәкләр оқурмәнләр тәрипидин сәмимий қарши елинип, җамаәтчилик арисида иҗабий инкаспикирләрни һасил қилди. У Қазақстан уйғур әдәбиятиниң тарихи тоғрилиқ дәсләп қәләм тәврәткән тәтқиқатчиларниң бири болған еди. Мошу мавзуға беғишланған уйғур, қазақ һәм рус тиллирида елан қилинған 200дин ошуқ мақалиси шуниң ярқин испатидур. Шундақла у Абай, Пушкин, Р. Ғамзатов, Қ. Ерғалиев, Қ. Мырза-Әли, Т. Молдағалиев вә башқиму атақлиқ иҗаткарларниң әсәрлирини уйғур тилиға тәрҗимә қилди. М. Абдурахмановниң Қазақстандики уйғур маарипини тәрәққий әткүзүшкә қошқан мунасип һәссиси дайим мәмнунийәт билән тилға елиниду. Көрнәклик алим бир қатар дәрисликләр билән илмий топламларниң муәллипи вә һәммуәллипи болған. “Уйғур тили дәрислигигә 5–7-синиплар үчүн көнүкмиләр” топлими (1960-ж., И.Семәтов билән һәммуәллипликтә), 10-синип үчүн “Уйғур совет әдәбияти” (1970-ж һәммуәллип), 8-синип үчүн “Уйғур әдәбияти” (2000-ж. П. Мәхсәтова билән һәмкарлиқта), 8-синип үчүн “Уйғур әдәбияти. Хрестоматия” (2000-ж.), “Уйғур әдәбияти” (2003-ж. С. Моллавутов, П. Мәхсәтова вә Г. Молотова билән һәммуәллипликтә), 10-синип үчүн “Уйғур әдәбияти. Хрестоматия” (2003-ж. С. Моллавутов билән һәммуәллипликтә) дәрисликлири, “Уйғур совет әдәбияти тарихиниң очерклири” (1967-ж.), “Уйғур совет әдәбиятиниң шәкиллиниш вә риваҗлиниш дәври” (1967-ж.), “Уйғур әдәбиятидики традиция вә новаторлуқ мәсилиләргә даир” (1970-ж.), “Уйғур совет әдәбиятиниң тарихи” (1986-ж.) топламлири шулар җүмлисидиндур. Шундақла миллий әдәбиятимизниң һәр хил дәвирләрдики нәмунилирини өз ичигә алған “Күрәш вә һаят” (1961-ж.), “Қәләм нәқишлири” (1974-ж.) топламлириниң барлиққа келишигиму чоң төһпә қошқанлиғини алаһидә тәкитләп өтүш орунлуқтур. Мошу йәрдә униң замандиши, уйғур әдәбиятиниң йоруқ юлтузи Һезмәт Абдуллиниң илгири йоруқ көрмигән мақалилирини жиғип, “Әдәбият һәққидә ойлар” (1990-ж.) топлимини оқурмәнләр диққитигә һавалә қилғанлиғиниму мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду. М. Абдурахмановниң әмгәклири оқурмәнләр вә илим әһли тәрипидин дайим мунасип баһалинип кәлди. У Қазақстан җумһурийитиниң маарип әлачиси, Уйғур вә Әмгәкчиқазақ наһийәлириниң Пәхрий пухраси, “Қазақстан җумһу- рийитиниң илим-пәнигә сиңәргән әмгиги үчүн” пәхрий бәлгүси вә башқиму бир қатар ярлиқлар билән тәғдирләнди. Уйғур җамаәтчилиги Махмут Абдурахмановни шундақла җәмийәтлик ишларниң паал иштракчиси, миллий маарипимизниң җанкөйәри, жүрәкни тәвритидиған йеқимлиқ нахшилар мәтинлириниң муәллипи сүпитидиму яхши билиду.

Китапни тордин йүкләвелиш үчүн бу икки учурни чекип йүкләвалалайсиз…

https://yadi.sk/i/fOmpLQyn3TMbkf  

https://yadi.sk/i/agZBtUiC3TMbra

Один комментарий к “Махмут Абдурахманов

Обсуждение закрыто.