Воскресенье, 22 декабря, 2024
Аммибаб

Кироран қәдимки шәһриниң байқилиши.

Лопнур көлиниң орни тоғрисидики талаш — тартиш
Кироран қәдимки шәһириниң байқилиши Лопнур көли билән бивастә мунасивәтлик. Чүнки, Лопнур көлиниң орни тоғрисидики талаш-тартиш Кироран қәдимки шәһириниң байқилишини кәлтуруп чиқарған.
Лопнур көлиниң орни һәққидики бир мәйдан дөләт һалқиған муназирини қозғиғучи русийәлик екиспиедитсийәчи Пржевальский еди. У 1876- 1877-йиллири Шинҗаңниң Лопнурда икки йилчә турған, Яврупаға қайтқандин кейин илмий доклатида «Оттура Асияниң оттура йәр деңизи» һесаблинидиған Лопнур көлини тәкшуруп, бу көлниң татлиқ су көли икәнликини, оттуричә чоңқурлиқиниң йерим метирға йәтмәйдиғанлиқини, әмәлий орниң һөкүмәт хәритиси [бүйүк чиңниң бирликкә кәлгән хәритиси] дики орниға қариғанда хелила җәнупта болуп, узунлуқ пәрқиниң бир градус икәнликини, түз сизиқлиқ арилиқниң 100 ингилиз милидин узун икәнликини байқиған.
Гирманийә алими Ричхофен вәкилликидикиләр Лопнур чөлидә җәнуп вә шимал дәп икки көл раюни бар, Пржевальскийниң барғини җәнуби көл, һөкүмәт хәритисидики болса шималий көл, йәни «Тарихий хатириләр»дики «Лопнуркөли» дегән қарашта болған.

Лопнурлуқ овчиниң татлиқ сулуқ булақни байқап қелиши.

Ричхофенниң нопузиға қил сиғмисиму, бирақ униң пикирдә бошлуқ бар еди. Йәни, шималий көл һәр қандақ бир експетидсийичигә нисбәтән қараңғу раюн иди. 1898-йили униң оқуғучиси швитсийәлик Cвен Гедин:«Мән Лопнур чөлигә берип, әмәлий тәкшуруш арқилиқ шималий көлниң зади бар-йоқлиқини испатлап чиқимән» дәйду. Нәқмәйданда тәкшуруш елип бериш үчун Лопнур чөлиниң шималий қисмини кесип өтуш, буниң учун алди билән чоқум Қумтағ бағридики чөл булиқи — Атмишбулақни тепишкерәк, пәқәт шу йәрдила йетәрлик татлиқ су бар еди.
Бирақ, Атмишбулақниң конкирит орнини пәқәт Лопнурлуқ овчи Абдурәһимла биләтти. У бир ярланған ява төгини қоғлап кетиветип, күтулмигәндә ява төгиниң бу ерәмбеғини байқапқалған икән. Експитидсийә әтирити тоғрақ вә юлғунлар билән қапланған, Таримда аз көрулидиған бу әла сүпәтлик татлиқ су булиқи арқилиқла қумлуқтин аман-есән чиқивалалайтти. Свен һеденниң Лопнурлуқ овчи билән тонушуп қелиши 1900-йиллириниң башлири, тәләйлик Һеден Лопнурлуқ овчи Абдурәһим билән тасадипий һалда тонушуп қалиду. 1900-йили 3-айниң 23-күни Атмишбулақта гулхан йеқилиду. Свен Һеден чөл булиқидин тартип җәнупқа меңиш сәпиридә йол бойи геодезийәлик өлчәш елип бариду. 3-айниң 28-күни чүштин кейин 3тә дәрвәқә қум барханлири арисидин кәнит харабиси байқилиду. Шу чағқа қәдәр һичким Лопнур көлиниң шималий қисмида қәдимки мәдинийәт харабиси барлиқини тилға елип бақмиған еди. Һеден әйни чағда буни Лопнурлуқларниң су қоғлишип көчуш җәрянида қалдуруп қойған вақитлиқ туралғуси, дегән йәкунни чиқириду. Көпни көргән йолбашчи Өрдәк бу һөкумгә қайил болмай:«Буҗай һалакәт макани дейилиду, Лопнурлуқлар буйәргә әзәлдин келип баққан әмәс» дәйду. Харабиликтә турған Өрдәк бир қанчә төгучи билән харабә өйниң темиға дөвилинип қалған қумларни гүрҗәк билән колап, ривайәтләрдики көмулуп қалған байлиқларни издимәкчи болиду, Бирақ карван бу җайда узақ турмиғачқа, һаял өтмәй йолға чиқишқа мәҗбур болиду. Гүрҗәк издәш сәвәбидин Кироран қәдимки шәһриниң байқилиши шу күни қаш қарайғанда, карван қонмақчи болиду. Улар қудуқ колимақчи болғанда, гүрҗәкниң чүштин кейин өткән һелиқи харабиликтә чүшуп қалғанлиқини байқайду. Йолбашчи Өрдәк кечиләп берип гүрҗәкни тепип келишкә атлиниду. У кетип икки саәттин кейин боран чиқишқа башлайду. Свен һеден Өрдәкниң боранда қелиштин бурун қайтип келишини күтиду, бирақ таң атқандиму униң қариси көрунмәйду. Севен һеденниң башқа таллиши қалмайду, әгәр йолға чиқивалмиса карванниң барғансири күчийип кетиватқан боранда һалак болуши турғанла гәп еди. Улар амалсиз Өрдәкни сақлимай давамлиқ җәнупқа қарап йол алиду. 3-айниң 29-күни қаш қарайғанда, карван шах-шумбулуқ бир орманға келип қониду. Көпчилик төгиләрниң йүк-тақларни чүшуруш билән алдираш боливатқанда,

Өрдәк худди асмандин чүшкәндәкла уларниң алдида пәйда болиду. У бир қолида атниң чолвурини, йәнә бир қолида гүрҗәкни тутивалған еди. Өрдәк карвандикиләргә боранда йолдин езип қелип, наһайити чоң бир харабиликкә кирип қалғанлиқини, у йәрдә нурғун өйләрниң, бизәклик там рәсимлириниң вә яғач оймиларниң барлиқини сөзләп бериду. Свен һеден Өрдәк елип кәлгән яғач оймиға сәп селип, униң кәм дегәндиму бир-икки миң йиллиқ тарихқа игә икәнликини, Өрдәк байқиған у харабиликниң адәттики җай әмәсликини, өзиниң шу кәмгичә көргән һәр қандақ бир қәдимки мәдинийәт харабисидин үстүн турдиғанлиқини җәзимләштурди. Кироран қәдимки шәһири орниниң бекитилиши Һеден кәйнигә қайтип, Өрдәккә әгишип қум барханлири арисиға сирлиқ харабиликни издәшни арзу қилатти. Әмма, уларниң озуқ — тулуки аз қалғачқа, кәйнигә янғанлиқ қарап туруп өзини өлумгә тутуп бәргәнлик һесаблинатти. Иккинчи күни, йәни 1900-йили 3-айниң 30-күни карван бекитилгән йөнилиш бойичә сәпәрни давам қилиду. Өрдәк келәр йили ашу сирлиқ харабиликкә башлап баридиғанлиқи тоғрисида һеденға вәдә бериду. Бир йилдин кейин, йәни 1901-йили 3-айниң 3-күни һеденларниң карвини бу қаналлиқ қәдимки шәһәргә йетип келиду. Қелинлиқи 9метирчә келидиғанһинди услубидики топа тамлиқ будда мунариниң харабиси уларниң көз алдиданамайән болиду. харабиликтин Тепилған қәдимки язмилар бу җайниң икки хән сулалиси дәвридики қәдимки йипәк йолиниң түгуни — Кироран шәһири икәнликини йетәрлик испатлар билән тәмин етиду.


мәнбә:«тәрмиләр»жорнилидин