Жүткән_китап
(с) Уйғур авази
Жүткән китап
Мәзкүр мақалиниң йезилишиға ялқунлуқ шаир Лутпулла Мутәллипниң 100 жиллиғиға даир йезилған әсләтмә сәвәп болди. Лутпулла Мутәллипниң Нәсруллам исимлиқ иниси болғанлиғидин көпчилик хәвәрдар. Әйнә шу инисиниң Хеличәм исимлиқ аяли һаят болуп, Лутпуллиниң атиси Һезимахун вә аниси Мәликәхан тутқан өйиниң чириғини та мошу күнгичә ялғуз яндуруп келиватиду. Хеличәм һәдә ахирқи маңа бәргән сөһбитидә Лутпуллиниң иҗадиға мунасивәтлик китаплар билән язма-қәғәзлэрни шаир Турсун Қаһһарий алғанлиғини, кейин уни ңдин йәнә кимду-бирлириниң елип кәткәнлиги һәққидә ейтқан еди.
Мақалә мәтбуатта елан қилинип, вақит өтүп, һечбир хәвәр болмиғандин кейин издәштүрүш ишлирини йәнила давамлаштурдум. Нәтиҗидә мәзкүр мақалә күтүлмигән йәрдин туюқсиз йезилди. Йезилишиға бизниң аримизда қол елишип көрүшүп, мәйдә тирәп қучақлишип жүргән, чоң ишларни қилсиму «лам» дәп еғиз ачмиған гайи сахавәтлик инсанлар гувачи. Қаримаққа, бу инсанларниң қиливатқан ишлири көзгә көрүнмәйду, тилға елинмайду. Шуңлашқиму, көләңгидә қалған әҗайип дилкәш кишиләрни тонуштурушни өзәмниң журналистлиқ борчум дәп һэсаплап, мақалә йезишни тоғра көрдүм. Амма униңдин мениң қәһриманлирим хәвәрсиз. Мақалә уларға тәсадипи соға болғуси.
Һезимахун бовайниң Кеңәш Иттипақиға чиққанда алған паспорти, сақал қиридиған устираси, көз әйниги вә Мәликәхан аниниң тикинчилик қайчисини әсләтмә ретидәтутуп жүрг ән Хеличәм һәдә Лутпулла Мутәллипниң китаплири билән қолязмилирини көзиниң қаричиғудәк сақлиған. Кейин әсәрләрни шаир Турсун Қаһһарий тәтқиқат ишлирини елип бериш үчүн елип кетип, улар қолдин-қолға йөткәлгән. Маңа: «Һазир шу китаплар нәдә?» дегән соал арам бәрмиди. Бу соалға җавап тепиш мәхситидә «Уйғур авази» вә шу вақитларда моҗут болған «Йеңи һаят» гезитлириниң редакциялиридә хизмәт қиливатқан илгәрки ишдаршлирим, язғучи акилирим билә н муңдишип көрдүм. «Сорап, сорап алим болисән» дегәндәк, архивниң кәйнидин издәштүрүш ишлирини маңғузғиним зайә кәтмәй, өз мевисини беришкә башлиди. Биринчидин, миллитимиз пәхри, жигирмә үч йешида классик шаир аталған Лутпулла Мутәллипниң иҗадий паалиитигә мунасивәтлик тәтқиқат ишлирини елип беришқа бәл бағлиған йәнә бир шаир, журналист Турсун Қаһһарийни ң һаят-паалийитигә бола, бәзибир тиң мәлуматлар айдиңлашти. Диққәткә сазавәр дәсләпки мәнбәни язғучи Абдухалиқ ака Махмудовниң ағзидин аңлидим.
– Турсун ака Қаһһаров тиббий хадим болғиниға қаримай, әдәбият билән журналистикиниң адими еди. Һөрмәтлик пенсиягә кәткәндин кейин орниға мән «Йеңи һаят» гезитиға мухбир болуп кәлдим. Турсун ака, амма йезишни тохтатқини йоқ. Асасән Лутпулла Мутәллипниң иҗадиға мунасивәтлик тәтқиқат ишлирини елип маңди. Турсун акиниң өйидә мән бирнәччә қетим болған. Тар бөлмисиниң бир темиға китаплар лиқ толған еди. Лекин, сорисаң, китап бәрмәтти. Китапқа кәлгәндә наһайити пишшиқ киши еди. Тәкчидики китпларниң көписи Вәтәндә бесилған, шундақла шу яқниң нәшриятлиридин чиққан гезит, журналлардин ибарәт болидиған. Амма вапатидин кейин униң архив материаллирини ким елип кәткәнлигидин хәвирим йоқ. Бир билсә, өмриниң ахирқи күнлири униңға һәмра, һәмдәм болған, туққан инисидәк болуп кәткән Азтекин Ибрагимов биләмдекин? – дәп қалди.
Мошуниң өзи мениң үчүн бебаһа мәнбә болди. Мабада, Азтекин ака «исмимни саңа ким деди?» дәп сориғанниң өзидә даңлиқ сатирик язғучини әскә елиш мениң үчүн аброй еди. Чүнки Абдухалиқ ака Махмудов бүгүнки күнниң тирик қамуслириниң биридур.
Новәттики сөһбәтдишим Азтекин акини узақ тиңшидим. Гәпкә уста, мақал-тәмсилгә чевәр, көпни көргән Азтекин ака шаир Турсун Қаһһаровниң ахирқи вақиттики һаятиға мунасивәтлик бираз вақиәллрни йошурмай ейтип бә рди. Шаирға болған инилиқ һөрмитини иллиқ гәплири билән толуқлиди.
– Турсун ака билән мән башта унчиму арилишип кәтмигән. Дориханида дора-дәрмәк сатидиған. Тепилмай қалған дориларни униңдин элишқа болатти. Шундақла акамниң шаирлиқ хислитигә, тарихқа мунасивәтлик издинишлириға мәмнун эдим. Бираз язғанлирини «Йеңи һаят», «Коммунизм туғи» гезитлиридин оқаттим. Таксида ишләп жүргән күнлиримниң биридә Турсун ака мениң машинамға олтирип қалди, сөһбәтдаш болди. Мана шу күндин башлап мән униң «биртуққан» инисиға айлинип қалдим, – дәп Азтекин ака шаир акиси билән болған дәсләпки тәсиратлирини сөзлиди.
– Турсун акиниң шәһәрдә қериндиши йоқкән. Раст-ялғанлиғини билмидим һәм көрмидим, колхозда туридиған бир иниси бар, дәп аңлиғиним бар. Амма униң билән алақә қилғинини көрмидим. Демәк, у ялған. Турсун ака житим өсти. Икки қизи башқа милләткә ятлиқ болупту. Үч бөлмә дәп еғизға толтуруп ейтқан билән илгәрки хрушевский өйиниң бир тар бөлмисини өзигә ишхана қиливелип, аяли билән тураттекән. Мундақ өйләрниң ашханиси алтә квадрат метр, бөлмилириму шундақ кичик екән.
– Һал-оқити махтиғидәк әмәсти. Тапқан-тәргини қосақтин, аялиниң дора-дәрмигидин ашматти. Ишханисиниң бир теми туташ китаплардин ибарәт. Бир теми дәп еғиз толтуруп ейтқан билән узунлуғи чағлиқ бөлмә еди. Мени көңлигә йеқин туттиму, ичидики сирини, дәртлирини, биз учрашқанда, йошурмай ейтидиған. Бир күни у мени телефон арқилиқ чақиривалди.
– Ука, сән яхши кишиниң әвладисән. Дадаң Шәрқий Түркстан азатлиқ армиясиниң кативи болған. Яхши күнниң ямини бар дегинидәк, мабада мән ағрип-тартип, йетип қалсам, маңа сән егә бол. Илтимасим шу. жиққан, тәргиним йоқ. Барим мана мону өй. Бөлмидики архив китапларни мүмкин болса сетип, ахчисини намизимға ишләтсәң убдан болатти? – деди.
– Турсун ака, у немә дегиниңиз? Гепиңиз қамлашмиди, ака. Саламәтлигиңиз яман әмәс. Техи талай қизиқ көрисиз. «Қой өләмду, қозиму?» дегинидәк болуп жүрмисун. Китаплириңиз түгимәс байлиқ. Уни сақлап қелиш, бирәр миллий китапханиға өткүзүш йоллирини қараштуруш лазим. Китапларни сақ-саламәт әвладимизға йәткүзүш бизниң борчимизғу, –дегән гәпни қилдим.
– Арилиқта вақит өтүп, бир күни Турсун акам ағриқханидин телефон қипту. Жүригим җуғғидила қилди. «Һә, акамниң вақти йеқинлишип қаптудә. Ейтидиған сөзлири, вәсийити бар охшимамду», – дегән ойда тиңшаватимән.
– Азтекин ука, бир илтимасим бар. Мүмкинчилигини қилип, өпкә-һесипни шорписи билән елип кәлсәң. Шу таамға хумарим тазиму тутуп кәтти, гадайниң бир тойғини — бай болғини әмәсму, — деди.
– Өзәммиғу бу таамға амрақ эдим. Хошаллиғимда, яқ демидим. Базарға кирип қойниң таза өпкисини, керәк йәрлирини алдим. Өйдикиләр уни қамлаштуруп қуюп, пиширип, шорписини айрим, һесип билән гөшлирини айрим қилип қачилап бәрди. Ағриқханиниң бир палатисида төрт киши ятаттекән. Мән бәшинчи болуп у күни өпкә-һесип мәйримини қиливедуқ, –дәп күлди.
– Шуниңдин кейин Турсун ака сақийипла кәтти. Гезитларға түрлүк мақалиларни йезип жүрди. Биз, таксистлар, бир орунда турмаймизғу. Ундақ дегиним, чәт яқларға йолувчи елип маңсаң, пайдиси көпирәк қалиду. Шуңлашқа мән, асасән, Қирғизстан тәрәпкә көп кетәттим. Шундақ сәпәрлиримниң биридә Турсун акам өйгә телефон қилған екән, мән йоқ. Өзәңлар билиләр, «сотка» дегән нәрсидин у чағда хәвәр тапмиған дәвир. –Бирнәччә күндин кейин кәлдим. Тирикчилик кокунчилиғида аялимму ейтишни унтуп қапту. Төртинчи күн дегәндә есимға селиведи, һәйәл қилмай чүш вақти болсиму йетип бардим. Саат бирләр чамиси. Ишик алдида «Тез ярдәм» машини турупту. Аяли – коляскида. Өйдә врачтин башқа һечким йоқ. Кирип келишим билән Турсун ака мени тонуп, көзлирини йоған ачти, йеқин қериндишини көргәндәк бешини көтиришкә тәмшәлди. Қоллирини алға созмақчи болди. униңкигә тегиши билән Турсун ака шу заман өзини лассидә ташлиди. Униң бешидин йөләп олтириведим, бираздин кейин тиниғи тохтиди. Йенимда олтарған врач аялрин важные тутқач, маңа қарап бешини лиңшиттидә, тәзийә билдүргәч көзини қачурди, –деди.
– Кейин Сабир ака Ғаппаровқа йолуқтум. Ғәйрәт акиға хәвәр қилип, Турсун акиниң намизини чүшириш, йәрләш тәрәддутини көрдуқ. Кәчкә йеқин қизлири билән күйоғуллири келишти. Шу күни Турсун акиниң архиви тоғрилиқ гәп туққанлири арисида қозғалған. Амма кирип көрмидим. Шу чағда қайси-бир күйоғли Турсун акиниң архив китаплирини бираз пулға чеқип баһалиған. Мениңда ундақ пул нәдин болсун? Шуңлашқа бу мәсилигә арилашмидим, гәпму қилмидим. Йәттиси, қирқи, жил нәзирлириниң һәммисидә бешида болдум. Китапларға мунасивәтлик пулниң гепи чиққандин кейин көңлүм бошап қалдиму, бөлмигә кириш, көрүш ойи мениңда задила пәйда болмапту. Кейин архив материалларни «Уйғурларниң миллий возвышенси» жәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Тамараханум Мәмәтова өз ишханисиға апирип қоюпту, дегәнни аңлидим…
Азтекин ака Ибрагимов билән болған гепимиз мошу йәрдә тохтиди. Мән Турсун акиниң «архив китаплириниң» тепилғиниға хуш болдум. Жирақ әмәс, өзимизниң йенидила екән. Амма китаплар һәқиқәтәнму шу йәрдиму дегән әндишә техичила мени беарам қилатти.
Әдлийә ишлириниң тәҗрибилик мутәхәссиси Тамараханум Мәмәтовани тонаттим. Оттура бойлуқ, ақ үзлүк, алий билимлик адвокат, келишкән җуган болидиған. «Уйғурларниң миллий возвышенси» җәмийәтлик бирләшмисини қуруп, Қазақстанниң канунлиридин хәвири йоқ уйғур хәлқи үчүн хизмәт қилишқа киришкәнлигини аңлиғ ан. Мәдәний чарә-тәдбирләрдин сирт чәт әл гражданлириниң йәр авдурулуш мәсилисигиму арилашқан, көңүл бөлгән. Хәп дегүзидиған йери, һазир Тамараханум йоқ. Бирнәччә жил илгири туюқсиз ағрип, у дуниялиқ болған. Ядимда қалғини, униң вапати күни милләтпәрвәр инсан Ваққас Мәмединов Тамараханум һәққидә наһайити иллиқ гәпләрни қилип, аилисигә көңүл ейтқан еди.
Бирдин-бир мүмкинчилик мошу киши дәп ойлидим. «Әгәр билсә, Ваққас ака билиши мүмкин» дегән ой мениңда үмүт һасил қилди. Шуңлашқа, һеч иккиләнмәйла, Ваққас акини таптим. Мениң қизиқишимға Ваққас ака һәйран болмиди. Сөзүмни ахириғичә алдиримай тиңшап, кейин гәп қилиш үчүн мениңдин рухсәт сориди. Мана шу чағда мән Ваққас акиға һәйран болдум. Растини ейтсам, сөһбәтдашниң гәп қилиш, җавап бериш үчүн сөһбәтдишидин рухсәт сориғинини биринчи қетим байқишим. Бу һәрикити билән Ваққас ака өзиниң мәдәнийәтлик, кәмтар инсан екәнлигини дәлиллиди. Униң бу қилиғини көргәндин кейин мениңда «һазир мундақ мәдәнийәтлик, кичик пейил инсанлар йәнә қалғандиму?» дегән соал мейәмдин пеқирап өтүп, шундақ хисләтлик кишиләрни оюмда издидим…
–– Турсун акиниң архивидин хәвирим бар, – дәп сөз башлиди Ваққас акам.
– Мәнғу униң өйидики архивини көрмидим. Амма, йеқин арилишип жүргән кәсипдишим Тамараханумниң илтимасиға бола, шәхсий шоферим билән машинини уларниң хизмити үчүн пайдилинишқа бәргиним, сориған ахчисини тлигиним раст, – деди.
Ядимға Лутпулла Мутәллипниң келин сиңлиси Хеличәм һәдәмниң «өйгә кәлсәм, коляскида олтарған аяли: акиңизниң китаплири тазиму баһалиқ охшайду, редакциядин бирлири келип машиниға бесип елип кәтти» дегән сөзлири бирдин кәлди. «Һә, бу редакциядин кәлгән машина әмәскән, Ваққас акам әвәткән машиниға китаплар бесилиптудә» дәп йәкүн чиқардим.
– Кейин мән, вақит өтүп, архив материалрини Тамараханумниң иш бөлмисидин көрдүм. Һәтта Америкадики бир жиғинға Тамараханумниң рухсити билән Мәсимҗан ака Зулпиқаров иккимиз он нәччә китапни алғач бардуқ. Униң ичидә, хаталашмисам, мәдәний дурданимиз «Он икки муқамға» мунасивәтлик, шундақла йеңидин қурулған Шәрқий Түркстан Җумһурийити гимниниң мэтини һәм тарихиға ит китаплар бар еди. Кейин биз Селимахун ака Зәйналовқа гимнниң нотисини қәғәзгә чүширип беришини илтимас қилдуқ. Селимахун ака нотини дутарға маслаштуруп язди, даңлиқ композиторимиз Исмайилҗан ака Исаев болса, нотиға бираз түзитишләрни киргүзгәндин кейин биз уларни жиғип, Америкаға апардуқ, жиғинда вәтәндашларни ң қолиға тапшурдуқ. Шундақла сиңлим Гөзәл Мәмединова бизниң мәдәнийитимиз, урпи-адитимиз, сәнъитимизгә аит йүзгә йеқин рәсим сизип бериведи,
– Америкадики жиғиндин қайтип кәлгәндин кейин мән Тамараханумниң иш бөлмисидә Турсун акиниң қорапқа селинған архив материаллириға көз жүгәрттим. Вәтәндә чиққан китаплар, кона гезит, журналлар наһайити нурғун болидиған. Һәтта мән өзәмниң аилисигә мунасивәтлик сүрәтләрниму шу йәрдин тапқандим. Лутпулла Мутәллипниң иҗадий паалийитигә мунасивәтлик китап, сүрәтләрму бар еди. Ерәңсизлик қиптимән. Шу чағда еливалсам боптекән, – деди мәйүсләнгән һалда.
– Турсун ака Қаһһаров һәққидә дадам бир вақиә ейтип бәргини зади ядимдин чиқмайду, – дәп сөзини давам қилди Ваққас ака күлүп.
– Турсун ака яш вақтида ғоллуқ, сүйиги йоған жигит болған охшайду. Бир күни кечиси, дадам билән Шәрқий Түркстан хәлиқ армиясиниң вәкили Абдукерим Аббасов гоминдаңчилардин қечип, там атлап Турсун акиларниң һойлисиға кирип қалиду. Он төрт, он бәш яшлиқ жигит җозида олтирип беғәм ғизалиниватқан екән. Буни көргән дадам: «Әтрапта җәң болуватса, мону тәпсә төмүр үзгидәк жигит немә қилип олтириду? Җүр, бизниң кәйнимиздин маң. Җәң қилимиз», дәп буйруқ қипту. Турсун ака шуни күтүп олтарғандәк орнидин ирғип туруп, дадамниң кәйнидин әгишип, тамға сәкрәпту. Шу арилиқта өйдин чиқип кәлгән қери аписи дадамға ялвуруп: «Садиғаң кетәй қериндишим. Ялғуз баламға тәгмисәңлара. Мән өлсәм, маңа егә болғидәк һечкимим йоқ. Бу мениң ялғузум. Маңа қалдурсаңларчу», дәп ялвурупту. Дадам иккиси анини бәзләп, Турсун акини һойлида қалдуруп өзлири қечип қутулған екән, – деди Ваққас ака сөзини давамлаштуруп. – Хелә болди, приближенгә бармидим. Һазир китаплар барму, йоқму, хәвирим йоқ. Аңлишимчә, Тамараханумниң вапатидин кейин архив китаплиридин Наиләм Һәмраева билән Гүлназ Искәндәрова пайдилинип жүриду. «Уйғурларниң миллий возвышениясигә» йеңи рәһбәр кәлгәндин кейин тәшкилатта өзгиришләр болған охшайду. Һазир кимләр хизмәт қилиду, ениқ хәвирим йоқ. Билидиғиним, Наиләм Һәмраева вапат болуп кәтти. Гүлназ Искәндәрова яш ғунчиларни тәрбийиләш билән шуғуллиниветипту, – дәп қошумчә қилди. Һазир кимләр хизмәт қилиду, ениқ хәвирим йоқ. Билидиғиним, Наиләм Һәмраева вапат болуп кәтти. Гүлназ Искәндәрова яш ғунчиларни тәрбийиләш билән шуғуллиниветипту, – дәп қошумчә қилди. Һазир кимләр хизмәт қилиду, ениқ хәвирим йоқ. Билидиғиним, Наиләм Һәмраева вапат болуп кәтти. Гүлназ Искәндәрова яш ғунчиларни тәрбийиләш билән шуғуллиниветипту, – дәп қошумчә қилди.
Турсун акиниң архив материаллирини издәш мошу йәргә келип тохтиди. Әндиликтә бир билсә Гүлназ Искәндәрова билиду, дегән ойға кәлдим. Гүлназни биләттим. Кәспи бойичә алий билимлик муәллим. Чәт тиллар институтиң инглиз тили факультетини тамамлиған. Дадиси шаир, журналист Савут Искәндәров Кеңәш дәвриниң классик шаири Һезим Искәндәровниң инисиниң балиси. Савут акиниң қизи Гүлназ дадисини доридиму, йә шуниң йолида меңишқа қарар қилдиму, кейинки вақитларда гезит, журналларға һәхил кичик, чоң көләмлик мақалиларни езиш билййн к өзгә көрүнүп жүргинидин хәвирим бар. Издәштүрүп жүрүп, уни таптим. Гүлназ арилиқта Қазақ әдлийә университети тамамлап, Бирләшкән Милләтлэр Тәшкилатиниң йенидики қачақлар билән ишләш вә инсан һоқуқини қоғдаш бөлүмидә, шунда қла Алмута шәһәрлик адвокатлар коллегиясидә адвокат болуп хизмәт қилидекән.
Гүлназ Искәндәрова Турсун Қаһһаровниң архивиға мунасивәтлик берилгән соалимға көп ойланмиди. Бирдин қизиқип җавап беришкә башлиди.
– Ваққас акамниң гепидә җан бар. Раст, у вақларда, кона китапларни топлаш, жиғиш кампанииси овҗ алған, қизиған бир әҗайип пәйт еди. Биз Наиләм һәдәм иккимиз бу иш билән шуғулландуқ ,– деди Гүлназ қизиқип сөзләп.
– Қазақстан дияриға Вәтәндин өткән китапларни жиғип, у қатқа апарса жуқури баһада қайта сетивалидекән. Кейин у китапларни қийма-җийма қилип кесип яки көйдүрүветидекән, дегән бир әпқачти гәпләр болидиған. Бу шуниң шәписи әмәсту? – дедим униңға.
– Яқ, ака, бизниң җәмийәтниң мәхсити башқа еди. Интернет торидин қайси-бир язғучиниң өлүмидин кейин архивта ятқан китаплирини балилири елип чиқип әхләтханиға ташлапту, дегәнни оқуғандин кейин Тамараханум һәдимиз китап топлаш, бәрмигән һалә ттә сетивелиш ишини қолға алған. Һәтта бир өйни иҗаригә елип болсиму китапхана қилиш ойи бар еди, – дегән Гүлназ мени көптин бери ойландурун жүргән әпқачти гәпни йоққа чиқирип, соалимға уттур җавап берип.
– Бир күни «Турсун ака Қаһһаров өз китапханисидики китапларни сатқидәк», дегән гәпни туюқсиз аңлап, кечиктүрмәй шаирниң өйигә мән, Нинелм һәдәм, башли ғимиз Тамараханумни елип, йетип бардуқ. Бүгүнки Турсун акам илгири жиғинларда көрүп жүргән шаир акамға охшиматти. Униң чирайидин қандақту-бир һарғанлиқ чиқип туратти. Көзлиридин ағриқниң шәписи көрүнәтти. Һалиниң начарлиғиға қаримай, Турсун ака бизни өйгә тәклип қилип, бир чинә чайға егиз тегишимизни илтимас қилди.
«Уйғурларниң миллий возвышенси» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Тамараханум һәдә Мәмәтова тәкчидики китапларни көрүп чиқти. Анчә йоған болмиған кичиккинә бөлминиң бир темиға һәрхил көләмдики китаплар лиққидә тизилған екән. Иккитәрәплимилик келишим узаққа созулмиди. Тамараханум һәдәм бир чағда бизгә китапларни тәкчидин елип, қорапларға селишимизни буйриғач, өзиму ишқа киришип кәтти. Төрт қорапқа һәҗими йоған, кичик һәрхил китапларни қачилидуқ. Йәнә икки қорапқа кона гезитлар билән журналларни Турсун акам өзи соға ретидә қачилап, бизгә қошуп бәрди.
Мақалиниң баш тәрипидә, Азтекин ака билән сөһбитимиздә, Турсун ака архив китаплирини туққан инисидәк болуп кәткән униңға җекилигәнлигидин хәвиримиз бар. Кейин Азтекин ака Қирғизстанға иш баби билән кәткинидә шаирниң уни издигини бекар болмиса керәк. Демәк, Турсун ака өзиниң саламәтлигиниң начарлишип қалғанлиғини вә униңға архивики китаплирини сетивәткәнлигини ейтмақчи болған. Амма дейишкә ахирқи вақитта чамиси йәтмигән болуши керәк. Азтекин ака кәлгинидә у сәкратқа чүшүп қалған вақти охшайду.
– Шуниңдин бираз өтмәйла Турсун акамниң вапат болғанлиғи һәққидә хәвәр кәлди, – дәп сөзини давам қилди Гүлназ. – Намазлириға, нәзирлиригә толуқ қатнаштуқ. Тәкчидики қалған китаплириниң тәғдирини аилисидин сорашқа петиналмидуқ. Қалғиниға ким егә болди, кимләр елип кәтти, билмидим. Амма, әң ечинишлиғи, растму, ялғанму, шаирниң өлүмидин кейин «бираз нәрсиләр әхләтханиға ташлинип кетипту», дегәнни аңлидим.
– Биз болсақ, Турсун акиниң өйидин алған китапларни рәтләп, тизимлап, үч қорапқа қачилидуқ. Кейин китапларни Америкаға почта арқилиқ әвәттуқ. Әнди китапларни почта арқилиқ әвәтиш наһайити җапалиқ, мүшкүл оқәт екән һәм қиммәтлигини демәмсиз. Бир килосиға он долларғичә пул алидекән. Алған, әвәтилгән барлиқ китапларниң почта һәққниму Ваққас акам төлиди. Шундақ қилип, бебаһа роһий байлиғимиз һесапланған дурданилиримиз сақлиниш үчүн Америкадики қериндашлиримиз бәрпа қилған китапханиға йәткүзүлди.
– Тамараханум һәдәм наһайити җавапкәр киши болидиған. Китапларниң толуқ тизими Тамараханум һәдидә бар еди. Һәрбир хәшлигән тийинни, китапниң намини айрим қәғәзгә чүширип, сейфида сақлайдиған. Шундақла бир қорап китапларни Абдулла Розибақиев намидики 153-мәктәп гимназияниң китапханисиға өткүздуқ. Шундақ қилип, Турсун акиниң архивидики бир түркүм китаплар чәт әлдики вә Қазақстандики китапханилардин өз орнини тапти. Әсли, Тамараханум һәдәмниң ойи, бир җайдин иҗаригә болсиму орун тепип, йәрлик яки чәтәллик язғучи, шаир, алимларниң әсәрлирини икки-үч талдин жиғиш, уйғурларниң мил лий китап фондини бәрпа қилиш еди. Әпсус, бу арминимизға йетәлмидуқ.
Гүлназ Искәндәрова билән болған сөһбәттин кейин көңлүм орниға чүшти. Демәк, Лутпулла Мутәллипниң инисиниң аяли Хеличәм һәдә әслигән, шаир, тәтқиқатчи Турсун акиға бәргән китаплар йоқимапту. Улар һәтта чегара атлап, Америкада, қайсиду-бир алимларниң қолида болуп, хәлиққә хизмәт қиливетипту. Демәк, сахавәтлик инсанларниң милләткә болған меһир-муһәббити, әдәбиатиға, тарихиға болған көйүнүши бекар кәтмәпту. Милтриини -тихииги и капюнип.
Жуқуридики сахавәтлик инсанларниң исимлирини йәнә бир қетим атап өтүшни лайиқ дәп таптим. Әгәр ялқунлуқ шаир Лутпулла Мутәллипниң келин сиңлиси Хеличәм һәдә һәққидә мақалә йезилмиған болса, йәнә бир шаиримиз Турсун Қаһһарийниң архив материаллири һә ққидә хәвәр тапматтуқ. Язғучи Абдухалиқ Махмудов Азтекин Ибрагимовниң инсанлиқ пәзилитини көрситип, баһалап әскә алмиған болса, Турсун акиниң житимчилиқ дәрдини тартқанлиғини нәдин билттуқ? Әнди жугач, назук җан Тамараханум Мәмәтованиң қәйсәрлигини қандақ унтуймиз? Турсун ака билән тил тепип, китаплирини сетивелишқа күч чиқириши һәрқандақ адәмниң қолидин келидиған иш әмәс. Лекин бу аял шу ишни қилди, Америкаға йәткүзүшкичә болған ишларниң бешида сәпдиши, сиңиллири Гүлназ Искәндәрова, Наиләм Һәмраева билән биллә турди. Әгәр Ваққас ака Мәмединов арилашмиса мундақ соваплиқ ишлар әмәлгә ашаттиму? Яқ. Буниңға көзүм толуқ йетиду. Чүнки һазир һәрқандақ иш мәбләғсиз әмәлгә ашмайду. Бүгүндин башлап «Бир-бирини чүшәнгән, сәпдашлириға чоң ишәнчә артқан Ваққас акиниң сахавәтлик иши һеч унтулмайду», дәпейталаймән. Чүнки бу кишиниң миннәтсиз қилған оқитини әзиз хәлқим гезиттин оқуйду. Ишиға өз баһасини бериду.
Мақалини оқуп чиққандин кейин кимду-бирлири, очуғини ейтқанда, аң-сәвийәси чолтилар: «Оқудуңларғу, һәтта аңлиқ, зияли кишилиримиз китапларни сетип, пайда көрүтипту» дәп шаирға әйип қоюши мүмкин. Ундақ гәпләр болиду. Чүнки биз хам сүт әмгән бәндимиз. Амма «иҗаткарниң – шаир, язғучиларниң мундақ йолға меңишиға немә сәвәп?» дегән соални улар қоймайду һәм соримайду. Ким бериши мүмкин? Жуқурида исми аталған выжданида миллий ғурури сақланған инсанлар. Иҗаткарға көйүнидиған, ичидин қайниған кишилиримиз – тиҗарәтчи-меценатлар, байвәччиләр.
Язғучи-шаирниң кечини күндүзгә улап жиллап язған, топлиған әмгәклирини сетишиға йоқсизчилиқ мәҗбурлимақта. Чүнки бүгүнки язғучи, шаир, алимниң иҗадиниң тәрәққиятиға ярдәм беридиған дөләт буйрутмиси йоқ. Иҗаткарға ярдәм қолини созидиған байвәччиләрму Или дәриясиниң сүйи кәби соғулуп кәтти. Бүгүнки бечарә иҗаткарлар пенсиясини ихтисат қилип 300дин 500 даниғичә китап чиқириватиду. Яш иҗаткарлиримиз болса, әндишидә. Улар бурун тирәп ишләп тепиватқан пулиға китап чиқирай десә, аилисиниң көзигә карайду, балини беқиш, қатарға қошуш керәк. Айлиси йоқлар өйлиниш керәк, униңғиму пул керәк. Мошу әһвалда сәһәрлик һәрбир дуаримизда язғучи-шаирлиримизға илһам, байлиримизға байлиқ, хәлқимизгә аманлиқ тиләш билән қолида бар байвәччилиримиз иҗаткарларға маддий ярдәм қолини созуш дуасиниму унтумиса, нур үстигә нур болатти! ? Миң бир мәшәқәтләр билән өз һесавимизға нәшир қилиниватқан китаплиримизниң нусха сани көпәйсә, өз егисини, оқурмәнини тапса, әҗайып болатти. Илаһим, шундақ болғай!
Авут МӘСИМОВ,
язғучи