Понедельник, 25 ноября, 2024
Аммибаб

Xélil Sattariy (1912-1943)

Һәмраҗан Амрақ
30 марта 2018 г. ·

Хелил Саттарий
(1912-1943)
Шаир журналист
Уйғурлар қедимидин тартип Шәрқий Түркстан — һазирқи шинҗаң уйғур аптоном районида яшап кәлгән түркий хәлиқләрниң биридур. Уйғурлар җаһан мәдәнийәт ғәзнисигә мунасип һәссә қошқан қедимий мәдәнийити, сән’ити, классик әдәбияти вә тарихи билән мәшһур. Бу хәлиқниң узун жиллиқ күрәшчан тарихи өзи бесип өткән зулум вә җапа мәшәқәтлик жиллар билән бағлиқ.
Уйғурлар чәт әл басқунчилириниң, хусусән манҗур-хитай әмәлдарлириниң, зулум вә езишигә шуниң билән бирликтә феодаллиқ експлуатасийәсигә қарши һемишәм күрәш қилип кәлди. Мана шу өз хәлқиниң әркинлиги вә азатлиғи үчүн болған күрәшләрдә 1930-йилларда Қумулда көтирилгән деханлар қозғилиңи уйғур хәлқи тарихида алаһидә сәһипә ачиду.
1930-йиллардики Қумул инқилави вә униңдин кейинки дәвир-шинҗаң демократик инқилави тарихида наһайити муһим орун тутиду. Бу мурәккәп инқилавий дәвир җәриянида нурғунлиған вәтәнпәрвәр қәһриманлар, исиянкар-инқилапчи, илғар-демократик мәрипәтчиләр, шаир-язғучилар мәйданға кәлди. Уйғур хәлқи әйнә шу мунәввәр пәрзәнтлири билән, әлвәттә, пәхирлиниду.
1930-йиллар демократик инқилавий һәрикити, тарихи, мәдәний-маарипи, әдәбият-сән’инити вә мәтбуати тоғрисида сөз ачқинимизда бизниң көз алдимизға Абдухалиқ уйғур, Қутлуқ Шәвқий, Нимшеһит, Лутпулла Мутәллип вә башқиларниң симаси гәвдилиниду. Шуниңдәк бу йиллар әдәбияти билән мәтбуатини техиму чоңқур вә әтраплиғирақ тәтқиқ қилғинимизда, йәнә Мәруп Сәидий, Аюп Мәңсүрий, Йүсүпҗан Ғапурий, Әнвәр Насирий вә башқиларни тилға алимиз.
Мана шу әдәбият-мәтбуат сепиниң һулиға мунасип һәссә қошқанлар арисида шаир вә журналист Хелил Саттарийму бар еди.
Хелил Саттарий 1912-йили Аалмута вилайити Челәк райониниң Қарийота йезисида кәмбәғәл аилисидә дунияға кәлгән. У дәслап шу йезидики Һурлиқа Қушнач дегән аялдин диний билим алған. Октәбир инқилавидин кейин Қарийотида ечилған башланғуч мәктәптә оқуп билим алди. Бу мәктәптә Зордун әпәнди, Яқуп Исиев, Ибраһим Разиевлар униң дәсләпки муәллимлири еди. Қарийотидики надир, зинәш кишиләрниң шеир вә қошақлирини Хелил яш вақитлирида ядлавелип, башқиларға оқуп берәтти. Оқушқа болған қизиқиши, һәр қандақ нәрсини тез тутувелиш қабилийити билән у башқа оқуғучилардин пәриқлинип туратти. Униң кичигидин тартип шеир-қошаққа болған қизиқиши болғуси шаирниң истиқбалидин дерәк берәтти. Униң башланғуч мәктәптә кичик-кичик шеир вә қошақлар тоқуғанлиғини Хелил Саттарийниң замандашлири һазирму әслишиду.
Башланғуч мәктәпни түгәткәндин кейин Хелил Саттарий та 20 яшқичә ата-анисиға ярдәмлишип, деханчилиқ ишлири билән мәшғул болди. 1932-йили Челәк райониниң Чарғоҗа-тәмити дегән йеридә бир қанчә вақит туруп, андин атиси Саттар билән Ғулҗа наһийәсигә өтүп орунлашти.
Ғулҗа тәвәсигә өткәндин кейин у бу бепаян зиминдин чоң тәсир алди. Ғулҗа шәһиридә дәсләп 1934-йили ечилған муәллимләр тәярлаш курсиға кирип, Зия Сәмәдий, Аюп Мусаев, Турсун Таһир, Мирғияс Низамдин вә башқилар билән биллә билим алди. Курсни утуқлуқ тамамлиғандин кейин, өз қәбилийитигә яриша, 1934-йили 10-октәбирдин Ғулҗа шәһиридә чиқишқа башлиған «Йиҗаң» («Или дәрияси») гезити редаксийәсигә хизмәткә тайинланди.
Дәсләпки вақитларда у наборшик (һәрип тәргүчи)болуп ишләп, мәтбәәдә өзини убдан чиниқтурди. Гезитниң бесилиш җәриянини яхши үгинип, кичик шеир вә қисқа мақалә-хәвәрләр йезип, гезит редәксийәсигә йеқинлашти. Бир қанчә вақитлар өткәндин кейин муһәррир болуп ишләшкә башлиди. Мәзкүр гезитниң муһәррирлириниң бири болған Йүсүпҗан Ғапурий Хелил Саттарийниң гезит редаксийәсидики паалийити һәққидә төвәндикиләрни дәйду: «Хелил бизниң гезитимизға яш туруп кәлгән болсиму өз ишиға мәсулийәтлик билән қарап ишлигәчкә, тез вақит ичидә муһәррир дәриҗисигә көтирилди. Шеир вә мақалиларни убдан язидиған қәбилийәтлик хадим болди».
1935-йили «апрел өзгиришиниң» 2-йиллиғи мунасивити билән Х. Саттарийниң «Или дәрияси» гезитида «2-йиллиқ дәвир» дегән чоң редаксион мақалиси елан қилинип, редаксийәдә тонулуп, хәлиқ арисиға нами мәлум болди. Шуниң билән бирликтә у уйғур әдәбиятиниң дәсләпки қалиғачлиридин бири болуп қалди. Хусусән, Или әдәбият муһитида өз шеирлири билән мәтбуатқа техиму кәң тонулди. Мәсилән, «Шинҗаң кәлгүси», «Һәдә»(1933), «Илиниң шох сулири»(1934), «Хошаллиқ», «Бизниң шаир», «Дутарим»(1935), «Муқәддәс күн»(1937)қатарлиқ шеирлири көпчилик тәрипидин яхши қобул қилинди. Мошу йеңи дәвир һәққидә язғучи Зия Сәмәдий «Октәбирниң тәсири» материалида: «… Абдухалиқ уйғур, Мәрүп Сәидий, Қасимҗан Қәмбирий, Нимшеһит, Хелил Саттарий, Аюп Мәңсүрий, Әхмәт Зияий, Зунун Қадирий вә ялқунлуқ шаиримиз Лутпулла Мутәллип-әйнә шу йеңи заман әдәбиятимизниң дәсләпки вәкиллири вә асачилиридур» дәйду.
Хелил Саттарий 1935-йилниң ахирида Үрүмчидә мәтбуатта хизмәт қилиш үчүн чақиртивелинди. Бу вақитта дәсләп хитай тилида «Шинҗаң жибао», кейинәрәк уйғурчә «Шинҗаң гезити» һәптисигә бир қетим чиқип турған еди. Х. Саттарий әйнә шу уйғур тилида чиқидиған гезитқа тәклип қилинип, шу йәрдә униң мәтбуат паалийитиниң йеңи дәври башланди.
Үрүмчидики «Шинҗаң гезитиға» барғандин кейин иҗадийәткә пүтүн иштияқи билән киришип кәтти. Бу кәңри зиминниң қайнақ һаяти, беқияс тәбиити, хәлиқләрниң иҗтимаий турмуши вә башқа һаятий мәсилиләр униңға чоңқур тәсир қилди. Шу дәвирдики өзгиришләрдин илһам алди. Шаир җәмийәттики вақиәләргә чоң тәпәккүр билән қариши керәк, әлвәттә. Х. Саттарийму Қумул инқилавидин кейин бу диярда йүз бәргән өзгиришләргә әтраплиқ бақти. Хәлиқниң турмуш һаятиға өз қәлбидин орун бәрди. Вәтәнниң узақ кәлгүси истиқбалиға үмүтлүк қариди. Шуниң үчүн у уйғурлар диярини гүлстанға охшитип:

Әй гүлистан, сәндин мениң үмүтүм көп,
Көкрәк керип, кәң көксиңдә ятсам дәймән.
Зулмәт бесип, аһлар жутқан хәлқим үчүн,
Таңниң нури бу жут үчүн ахир бир күн чечилиду.

Шаир қисқа өмридә көп мавзуларға мураҗиәт қилди. У тәбиәт мәнзирилирини рәңдар бояқлар билән нәқишләп, баһар һиссиятлирини жүрәк ялқунлири арқилиқ күйләйду. Мәсилән, «Көрдуңларму» намлиқ шеирида:

Жирақлардин қушлар келип,
Баһар болди, көрдүңларму?
Гүл левигә кепинәкләр келип
Қонди, көрдүңларму?
Идир-қирлар қашлириға һосма
Қойди, көрдүңларму?
Шох шамаллар авал бизни
Келип сөйди, көрдүңларму?-
дәйду.

Бизниң хәлқимизниң мәдәний-маарипини көтириш, җәмийәттики тәңсизлик, хурапат қалдуқлириға от ечип, виждансиз, парихор әмәлдарлар билән күрәш қилиш лазимлиғини хитап қилип, уни өз шеирлирида мундақ изһар қилиду:

Илим немә, ғәпләт немә кариңлар йоқ,
Хурапатқа тәдбириңлар-чарәңлар йоқ.
Кәмбәғәлдин дост-бурадәр, яриңлар йоқ,
Кәмбәғәлдин бу мәшәқәт қачан түгәр?

Униң синипий мәвқәси бизгә айдиң. Һәммә вақит шаир идеясини өлчәйдиған асасий мизан җәмийәттики өзгиришләргә қайси нутәий нәзәрдин қариши билән пәриқлиниду. Мана бу тәрәпләрдин елип қариғанда Х. Саттарий кишилик җәмийитидики тәңсизликкә, адаләтсизликкә өзиниң қәләм оқини атиду. У «Болмиса» намлиқ шеирида мундақ күйләйду:

Адәмләрниң көзлиридә нәм болмиса,
Рухсарида күлкә болса, ғәм болмиса.
Бу дунияға кәлгәнләрниң та кәткичә,
Маңлийиға путкән рисқа кам болмиса.
Пухра билән мәнсәпдарниң арисида,
Бир бағ болса, амма егиз там болмиса.

Шаир вә журналист Хелил Саттарийниң иҗадийәт вә хизмәт паалийәт дәври асасән Шәрқий Түркистанда өтти. У бир тәрәптин мәтбуатта ишлисә, йәнә бир тәрәптин иҗат қилди. Бирақ у һемишәм тәһдит астида яшиди, униңға иҗат қилишқа шараит яритилмиди. Тар заманда хорланди. У өзиниң 32 йиллиқ өмридә йоруқ иҗадий утуқларға йетәлмиди. Әдәбиятшунас Турсун Зордун шаирниң 8 шеирини издәп тепип, «Или дәрияси» журналиниң 1988-йили чиққан 2-санида елан қилди.
1930-йиллирида һакимийәт үстигә чиққан Шиң Шисәй Шәрқий Түркистандики миңлап илғар пикирлик хәлиқ пәрзәнтлирини вәһшилик билән өлтүрүп вә түрмиләргә ташлиғанда, Мәрүп Сәидий, Аюп Мәңсүрий, Хелил Саттарий вә башқиларму буниңдин чәттә қалмиди. Яш шаир Хелил Саттарий өй-очақлиқму болалмай, 1943-йили аләмдин өтти. Улуқ зиминда шаирниң излири қалди. Улар мәңгү өчмәйду.
Хелил Саттарийниң иҗадий мирасини жиғип, топлап, униң йеңи заман уйғур әдәбиятики орнини тикләш билән кәлгүси әвлатқа қалдуруш әдәбиятшунасларниң вәзиписидур.
«Өчмәс учқунлан» намлиқ китаптин елинди, Турсун Қаһарий (1924-2008)
Амрақ


Hemrajan Amraq
30 marta 2018 g. ·

Xélil Sattariy
(1912-1943)
Shair jurnalist
Uyghurlar qédimidin tartip Sherqiy Türkstan — hazirqi shinjang uyghur aptonom rayonida yashap kelgen türkiy xeliqlerning biridur. Uyghurlar jahan medeniyet gheznisige munasip hesse qoshqan qédimiy medeniyiti, sen’iti, klassik edebiyati we tarixi bilen meshhur. Bu xeliqning uzun jilliq küreshchan tarixi özi bésip ötken zulum we japa mesheqetlik jillar bilen baghliq.
Uyghurlar chet el basqunchilirining, xususen manjur-xitay emeldarlirining, zulum we ézishige shuning bilen birlikte féodalliq ékspluatasiyesige qarshi hémishem küresh qilip keldi. Mana shu öz xelqining erkinligi we azatlighi üchün bolghan küreshlerde 1930-yillarda Qumulda kötirilgen déxanlar qozghilingi uyghur xelqi tarixida alahide sehipe achidu.
1930-yillardiki Qumul inqilawi we uningdin kéyinki dewir-shinjang démokratik inqilawi tarixida nahayiti muhim orun tutidu. Bu murekkep inqilawiy dewir jeriyanida nurghunlighan wetenperwer qehrimanlar, isiyankar-inqilapchi, ilghar-démokratik meripetchiler, shair-yazghuchilar meydangha keldi. Uyghur xelqi eyne shu munewwer perzentliri bilen, elwette, pexirlinidu.
1930-yillar démokratik inqilawiy herikiti, tarixi, medeniy-maaripi, edebiyat-sen’initi we metbuati toghrisida söz achqinimizda bizning köz aldimizgha Abduxaliq uyghur, Qutluq Shewqiy, Nimshéhit, Lutpulla Mutellip we bashqilarning simasi gewdilinidu. Shuningdek bu yillar edebiyati bilen metbuatini téximu chongqur we etraplighiraq tetqiq qilghinimizda, yene Merup Seidiy, Ayup Mengsüriy, Yüsüpjan Ghapuriy, Enwer Nasiriy we bashqilarni tilgha alimiz.
Mana shu edebiyat-metbuat sépining huligha munasip hesse qoshqanlar arisida shair we jurnalist Xélil Sattariymu bar édi.
Xélil Sattariy 1912-yili Aalmuta wilayiti Chélek rayonining Qariyota yézisida kembeghel ailiside duniyagha kelgen. U deslap shu yézidiki Hurliqa Qushnach dégen ayaldin diniy bilim alghan. Oktebir inqilawidin kéyin Qariyotida échilghan bashlanghuch mektepte oqup bilim aldi. Bu mektepte Zordun ependi, Yaqup Isiéw, Ibrahim Raziéwlar uning deslepki muellimliri édi. Qariyotidiki nadir, zinesh kishilerning shéir we qoshaqlirini Xélil yash waqitlirida yadlawélip, bashqilargha oqup béretti. Oqushqa bolghan qiziqishi, her qandaq nersini téz tutuwélish qabiliyiti bilen u bashqa oqughuchilardin periqlinip turatti. Uning kichigidin tartip shéir-qoshaqqa bolghan qiziqishi bolghusi shairning istiqbalidin dérek béretti. Uning bashlanghuch mektepte kichik-kichik shéir we qoshaqlar toqughanlighini Xélil Sattariyning zamandashliri hazirmu eslishidu.
Bashlanghuch mektepni tügetkendin kéyin Xélil Sattariy ta 20 yashqiche ata-anisigha yardemliship, déxanchiliq ishliri bilen meshghul boldi. 1932-yili Chélek rayonining Charghoja-temiti dégen yéride bir qanche waqit turup, andin atisi Sattar bilen Ghulja nahiyesige ötüp orunlashti.
Ghulja tewesige ötkendin kéyin u bu bépayan zimindin chong tesir aldi. Ghulja shehiride deslep 1934-yili échilghan muellimler teyarlash kursigha kirip, Ziya Semediy, Ayup Musaéw, Tursun Tahir, Mirghiyas Nizamdin we bashqilar bilen bille bilim aldi. Kursni utuqluq tamamlighandin kéyin, öz qebiliyitige yarisha, 1934-yili 10-oktebirdin Ghulja shehiride chiqishqa bashlighan «Yijang» («Ili deriyasi») géziti rédaksiyesige xizmetke tayinlandi.
Deslepki waqitlarda u naborshik (herip tergüchi)bolup ishlep, metbeede özini ubdan chiniqturdi. Gézitning bésilish jeriyanini yaxshi üginip, kichik shéir we qisqa maqale-xewerler yézip, gézit rédeksiyesige yéqinlashti. Bir qanche waqitlar ötkendin kéyin muherrir bolup ishleshke bashlidi. Mezkür gézitning muherrirlirining biri bolghan Yüsüpjan Ghapuriy Xélil Sattariyning gézit rédaksiyesidiki paaliyiti heqqide töwendikilerni deydu: «Xélil bizning gézitimizgha yash turup kelgen bolsimu öz ishigha mesuliyetlik bilen qarap ishligechke, téz waqit ichide muherrir derijisige kötirildi. Shéir we maqalilarni ubdan yazidighan qebiliyetlik xadim boldi».
1935-yili «aprél özgirishining» 2-yillighi munasiwiti bilen X. Sattariyning «Ili deriyasi» gézitida «2-yilliq dewir» dégen chong rédaksion maqalisi élan qilinip, rédaksiyede tonulup, xeliq arisigha nami melum boldi. Shuning bilen birlikte u uyghur edebiyatining deslepki qalighachliridin biri bolup qaldi. Xususen, Ili edebiyat muhitida öz shéirliri bilen metbuatqa téximu keng tonuldi. Mesilen, «Shinjang kelgüsi», «Hede»(1933), «Ilining shox suliri»(1934), «Xoshalliq», «Bizning shair», «Dutarim»(1935), «Muqeddes kün»(1937)qatarliq shéirliri köpchilik teripidin yaxshi qobul qilindi. Moshu yéngi dewir heqqide yazghuchi Ziya Semediy «Oktebirning tesiri» matérialida: «… Abduxaliq uyghur, Merüp Seidiy, Qasimjan Qembiriy, Nimshéhit, Xélil Sattariy, Ayup Mengsüriy, Exmet Ziyaiy, Zunun Qadiriy we yalqunluq shairimiz Lutpulla Mutellip-eyne shu yéngi zaman edebiyatimizning deslepki wekilliri we asachiliridur» deydu.
Xélil Sattariy 1935-yilning axirida Ürümchide metbuatta xizmet qilish üchün chaqirtiwélindi. Bu waqitta deslep xitay tilida «Shinjang jibao», kéyinerek uyghurche «Shinjang géziti» heptisige bir qétim chiqip turghan édi. X. Sattariy eyne shu uyghur tilida chiqidighan gézitqa teklip qilinip, shu yerde uning metbuat paaliyitining yéngi dewri bashlandi.
Ürümchidiki «Shinjang gézitigha» barghandin kéyin ijadiyetke pütün ishtiyaqi bilen kiriship ketti. Bu kengri ziminning qaynaq hayati, béqiyas tebiiti, xeliqlerning ijtimaiy turmushi we bashqa hayatiy mesililer uninggha chongqur tesir qildi. Shu dewirdiki özgirishlerdin ilham aldi. Shair jemiyettiki waqielerge chong tepekkür bilen qarishi kérek, elwette. X. Sattariymu Qumul inqilawidin kéyin bu diyarda yüz bergen özgirishlerge etrapliq baqti. Xeliqning turmush hayatigha öz qelbidin orun berdi. Wetenning uzaq kelgüsi istiqbaligha ümütlük qaridi. Shuning üchün u uyghurlar diyarini gülstangha oxshitip:

Ey gülistan, sendin méning ümütüm köp,
Kökrek kérip, keng köksingde yatsam deymen.
Zulmet bésip, ahlar jutqan xelqim üchün,
Tangning nuri bu jut üchün axir bir kün chéchilidu.

Shair qisqa ömride köp mawzulargha murajiet qildi. U tebiet menzirilirini rengdar boyaqlar bilen neqishlep, bahar hissiyatlirini jürek yalqunliri arqiliq küyleydu. Mesilen, «Kördunglarmu» namliq shéirida:

Jiraqlardin qushlar kélip,
Bahar boldi, kördünglarmu?
Gül léwige képinekler kélip
Qondi, kördünglarmu?
Idir-qirlar qashlirigha hosma
Qoydi, kördünglarmu?
Shox shamallar awal bizni
Kélip söydi, kördünglarmu?-
deydu.

Bizning xelqimizning medeniy-maaripini kötirish, jemiyettiki tengsizlik, xurapat qalduqlirigha ot échip, wijdansiz, parixor emeldarlar bilen küresh qilish lazimlighini xitap qilip, uni öz shéirlirida mundaq izhar qilidu:

Ilim néme, gheplet néme karinglar yoq,
Xurapatqa tedbiringlar-charenglar yoq.
Kembegheldin dost-burader, yaringlar yoq,
Kembegheldin bu mesheqet qachan tüger?

Uning sinipiy mewqesi bizge ayding. Hemme waqit shair idéyasini ölcheydighan asasiy mizan jemiyettiki özgirishlerge qaysi nuteiy nezerdin qarishi bilen periqlinidu. Mana bu tereplerdin élip qarighanda X. Sattariy kishilik jemiyitidiki tengsizlikke, adaletsizlikke özining qelem oqini atidu. U «Bolmisa» namliq shéirida mundaq küyleydu:

Ademlerning közliride nem bolmisa,
Ruxsarida külke bolsa, ghem bolmisa.
Bu duniyagha kelgenlerning ta ketkiche,
Mangliyigha putken risqa kam bolmisa.
Puxra bilen mensepdarning arisida,
Bir bagh bolsa, amma égiz tam bolmisa.

Shair we jurnalist Xélil Sattariyning ijadiyet we xizmet paaliyet dewri asasen Sherqiy Türkistanda ötti. U bir tereptin metbuatta ishlise, yene bir tereptin ijat qildi. Biraq u hémishem tehdit astida yashidi, uninggha ijat qilishqa sharait yaritilmidi. Tar zamanda xorlandi. U özining 32 yilliq ömride yoruq ijadiy utuqlargha yételmidi. Edebiyatshunas Tursun Zordun shairning 8 shéirini izdep tépip, «Ili deriyasi» jurnalining 1988-yili chiqqan 2-sanida élan qildi.
1930-yillirida hakimiyet üstige chiqqan Shing Shisey Sherqiy Türkistandiki minglap ilghar pikirlik xeliq perzentlirini wehshilik bilen öltürüp we türmilerge tashlighanda, Merüp Seidiy, Ayup Mengsüriy, Xélil Sattariy we bashqilarmu buningdin chette qalmidi. Yash shair Xélil Sattariy öy-ochaqliqmu bolalmay, 1943-yili alemdin ötti. Uluq ziminda shairning izliri qaldi. Ular menggü öchmeydu.
Xélil Sattariyning ijadiy mirasini jighip, toplap, uning yéngi zaman uyghur edebiyatiki ornini tiklesh bilen kelgüsi ewlatqa qaldurush edebiyatshunaslarning wezipisidur.
«Öchmes uchqunlan» namliq kitaptin élindi, Tursun Qahariy (1924-2008)
Amraq


ھەمراجان ئامراق
30 مارتا 2018 گ. ·

خېلىل ساتتارىي
(1912-1943)
شاىر ژۇرنالىست
ئۇيغۇرلار قېدىمىدىن تارتىپ شەرقىي تۈركستان — ھازىرقى شىنجاڭ ئۇيغۇر ئاپتونوم رايونىدا ياشاپ كەلگەن تۈركىي خەلىقلەرنىڭ بىرىدۇر. ئۇيغۇرلار جاھان مەدەنىيەت غەزنىسىگە مۇناسىپ ھەسسە قوشقان قېدىمىي مەدەنىيىتى، سەن’ئىتى، كلاسسىك ئەدەبىياتى ۋە تارىخى بىلەن مەشھۇر. بۇ خەلىقنىڭ ئۇزۇن ژىللىق كۈرەشچان تارىخى ئۆزى بېسىپ ئۆتكەن زۇلۇم ۋە جاپا مەشەقەتلىك ژىللار بىلەن باغلىق.
ئۇيغۇرلار چەت ئەل باسقۇنچىلىرىنىڭ، خۇسۇسەن مانجۇر-خىتاي ئەمەلدارلىرىنىڭ، زۇلۇم ۋە ئېزىشىگە شۇنىڭ بىلەن بىرلىكتە فېوداللىق ئېكسپلۇاتاسىيەسىگە قارشى ھېمىشەم كۈرەش قىلىپ كەلدى. مانا شۇ ئۆز خەلقىنىڭ ئەركىنلىگى ۋە ئازاتلىغى ئۈچۈن بولغان كۈرەشلەردە 1930-يىللاردا قۇمۇلدا كۆتىرىلگەن دېخانلار قوزغىلىڭى ئۇيغۇر خەلقى تارىخىدا ئالاھىدە سەھىپە ئاچىدۇ.
1930-يىللاردىكى قۇمۇل ئىنقىلاۋى ۋە ئۇنىڭدىن كېيىنكى دەۋىر-شىنجاڭ دېموكراتىك ئىنقىلاۋى تارىخىدا ناھايىتى مۇھىم ئورۇن تۇتىدۇ. بۇ مۇرەككەپ ئىنقىلاۋىي دەۋىر جەرىيانىدا نۇرغۇنلىغان ۋەتەنپەرۋەر قەھرىمانلار، ئىسىيانكار-ئىنقىلاپچى، ئىلغار-دېموكراتىك مەرىپەتچىلەر، شاىر-يازغۇچىلار مەيدانغا كەلدى. ئۇيغۇر خەلقى ئەينە شۇ مۇنەۋۋەر پەرزەنتلىرى بىلەن، ئەلۋەتتە، پەخىرلىنىدۇ.
1930-يىللار دېموكراتىك ئىنقىلاۋىي ھەرىكىتى، تارىخى، مەدەنىي-ماارىپى، ئەدەبىيات-سەن’ئىنىتى ۋە مەتبۇاتى توغرىسىدا سۆز ئاچقىنىمىزدا بىزنىڭ كۆز ئالدىمىزغا ئابدۇخالىق ئۇيغۇر، قۇتلۇق شەۋقىي، نىمشېھىت، لۇتپۇللا مۇتەللىپ ۋە باشقىلارنىڭ سىماسى گەۋدىلىنىدۇ. شۇنىڭدەك بۇ يىللار ئەدەبىياتى بىلەن مەتبۇاتىنى تېخىمۇ چوڭقۇر ۋە ئەتراپلىغىراق تەتقىق قىلغىنىمىزدا، يەنە مەرۇپ سەىدىي، ئايۇپ مەڭسۈرىي، يۈسۈپجان غاپۇرىي، ئەنۋەر ناسىرىي ۋە باشقىلارنى تىلغا ئالىمىز.
مانا شۇ ئەدەبىيات-مەتبۇات سېپىنىڭ ھۇلىغا مۇناسىپ ھەسسە قوشقانلار ئارىسىدا شاىر ۋە ژۇرنالىست خېلىل ساتتارىيمۇ بار ئېدى.
خېلىل ساتتارىي 1912-يىلى ئاالمۇتا ۋىلايىتى چېلەك رايونىنىڭ قارىيوتا يېزىسىدا كەمبەغەل ئاىلىسىدە دۇنىياغا كەلگەن. ئۇ دەسلاپ شۇ يېزىدىكى ھۇرلىقا قۇشناچ دېگەن ئايالدىن دىنىي بىلىم ئالغان. ئوكتەبىر ئىنقىلاۋىدىن كېيىن قارىيوتىدا ئېچىلغان باشلانغۇچ مەكتەپتە ئوقۇپ بىلىم ئالدى. بۇ مەكتەپتە زوردۇن ئەپەندى، ياقۇپ ئىسىېۋ، ئىبراھىم رازىېۋلار ئۇنىڭ دەسلەپكى مۇەللىملىرى ئېدى. قارىيوتىدىكى نادىر، زىنەش كىشىلەرنىڭ شېىر ۋە قوشاقلىرىنى خېلىل ياش ۋاقىتلىرىدا يادلاۋېلىپ، باشقىلارغا ئوقۇپ بېرەتتى. ئوقۇشقا بولغان قىزىقىشى، ھەر قانداق نەرسىنى تېز تۇتۇۋېلىش قابىلىيىتى بىلەن ئۇ باشقا ئوقۇغۇچىلاردىن پەرىقلىنىپ تۇراتتى. ئۇنىڭ كىچىگىدىن تارتىپ شېىر-قوشاققا بولغان قىزىقىشى بولغۇسى شاىرنىڭ ئىستىقبالىدىن دېرەك بېرەتتى. ئۇنىڭ باشلانغۇچ مەكتەپتە كىچىك-كىچىك شېىر ۋە قوشاقلار توقۇغانلىغىنى خېلىل ساتتارىينىڭ زامانداشلىرى ھازىرمۇ ئەسلىشىدۇ.
باشلانغۇچ مەكتەپنى تۈگەتكەندىن كېيىن خېلىل ساتتارىي تا 20 ياشقىچە ئاتا-ئانىسىغا ياردەملىشىپ، دېخانچىلىق ئىشلىرى بىلەن مەشغۇل بولدى. 1932-يىلى چېلەك رايونىنىڭ چارغوجا-تەمىتى دېگەن يېرىدە بىر قانچە ۋاقىت تۇرۇپ، ئاندىن ئاتىسى ساتتار بىلەن غۇلجا ناھىيەسىگە ئۆتۈپ ئورۇنلاشتى.
غۇلجا تەۋەسىگە ئۆتكەندىن كېيىن ئۇ بۇ بېپايان زىمىندىن چوڭ تەسىر ئالدى. غۇلجا شەھىرىدە دەسلەپ 1934-يىلى ئېچىلغان مۇەللىملەر تەيارلاش كۇرسىغا كىرىپ، زىيا سەمەدىي، ئايۇپ مۇساېۋ، تۇرسۇن تاھىر، مىرغىياس نىزامدىن ۋە باشقىلار بىلەن بىللە بىلىم ئالدى. كۇرسنى ئۇتۇقلۇق تاماملىغاندىن كېيىن، ئۆز قەبىلىيىتىگە يارىشا، 1934-يىلى 10-ئوكتەبىردىن غۇلجا شەھىرىدە چىقىشقا باشلىغان «يىجاڭ» («ئىلى دەرىياسى») گېزىتى رېداكسىيەسىگە خىزمەتكە تايىنلاندى.
دەسلەپكى ۋاقىتلاردا ئۇ نابورشىك (ھەرىپ تەرگۈچى)بولۇپ ئىشلەپ، مەتبەەدە ئۆزىنى ئۇبدان چىنىقتۇردى. گېزىتنىڭ بېسىلىش جەرىيانىنى ياخشى ئۈگىنىپ، كىچىك شېىر ۋە قىسقا ماقالە-خەۋەرلەر يېزىپ، گېزىت رېدەكسىيەسىگە يېقىنلاشتى. بىر قانچە ۋاقىتلار ئۆتكەندىن كېيىن مۇھەررىر بولۇپ ئىشلەشكە باشلىدى. مەزكۈر گېزىتنىڭ مۇھەررىرلىرىنىڭ بىرى بولغان يۈسۈپجان غاپۇرىي خېلىل ساتتارىينىڭ گېزىت رېداكسىيەسىدىكى پاالىيىتى ھەققىدە تۆۋەندىكىلەرنى دەيدۇ: «خېلىل بىزنىڭ گېزىتىمىزغا ياش تۇرۇپ كەلگەن بولسىمۇ ئۆز ئىشىغا مەسۇلىيەتلىك بىلەن قاراپ ئىشلىگەچكە، تېز ۋاقىت ئىچىدە مۇھەررىر دەرىجىسىگە كۆتىرىلدى. شېىر ۋە ماقالىلارنى ئۇبدان يازىدىغان قەبىلىيەتلىك خادىم بولدى».
1935-يىلى «ئاپرېل ئۆزگىرىشىنىڭ» 2-يىللىغى مۇناسىۋىتى بىلەن خ. ساتتارىينىڭ «ئىلى دەرىياسى» گېزىتىدا «2-يىللىق دەۋىر» دېگەن چوڭ رېداكسىون ماقالىسى ئېلان قىلىنىپ، رېداكسىيەدە تونۇلۇپ، خەلىق ئارىسىغا نامى مەلۇم بولدى. شۇنىڭ بىلەن بىرلىكتە ئۇ ئۇيغۇر ئەدەبىياتىنىڭ دەسلەپكى قالىغاچلىرىدىن بىرى بولۇپ قالدى. خۇسۇسەن، ئىلى ئەدەبىيات مۇھىتىدا ئۆز شېىرلىرى بىلەن مەتبۇاتقا تېخىمۇ كەڭ تونۇلدى. مەسىلەن، «شىنجاڭ كەلگۈسى»، «ھەدە»(1933)، «ئىلىنىڭ شوخ سۇلىرى»(1934)، «خوشاللىق»، «بىزنىڭ شاىر»، «دۇتارىم»(1935)، «مۇقەددەس كۈن»(1937)قاتارلىق شېىرلىرى كۆپچىلىك تەرىپىدىن ياخشى قوبۇل قىلىندى. موشۇ يېڭى دەۋىر ھەققىدە يازغۇچى زىيا سەمەدىي «ئوكتەبىرنىڭ تەسىرى» ماتېرىالىدا: «… ئابدۇخالىق ئۇيغۇر، مەرۈپ سەىدىي، قاسىمجان قەمبىرىي، نىمشېھىت، خېلىل ساتتارىي، ئايۇپ مەڭسۈرىي، ئەخمەت زىياىي، زۇنۇن قادىرىي ۋە يالقۇنلۇق شاىرىمىز لۇتپۇللا مۇتەللىپ-ئەينە شۇ يېڭى زامان ئەدەبىياتىمىزنىڭ دەسلەپكى ۋەكىللىرى ۋە ئاساچىلىرىدۇر» دەيدۇ.
خېلىل ساتتارىي 1935-يىلنىڭ ئاخىرىدا ئۈرۈمچىدە مەتبۇاتتا خىزمەت قىلىش ئۈچۈن چاقىرتىۋېلىندى. بۇ ۋاقىتتا دەسلەپ خىتاي تىلىدا «شىنجاڭ ژىباو»، كېيىنەرەك ئۇيغۇرچە «شىنجاڭ گېزىتى» ھەپتىسىگە بىر قېتىم چىقىپ تۇرغان ئېدى. خ. ساتتارىي ئەينە شۇ ئۇيغۇر تىلىدا چىقىدىغان گېزىتقا تەكلىپ قىلىنىپ، شۇ يەردە ئۇنىڭ مەتبۇات پاالىيىتىنىڭ يېڭى دەۋرى باشلاندى.
ئۈرۈمچىدىكى «شىنجاڭ گېزىتىغا» بارغاندىن كېيىن ئىجادىيەتكە پۈتۈن ئىشتىياقى بىلەن كىرىشىپ كەتتى. بۇ كەڭرى زىمىننىڭ قايناق ھاياتى، بېقىياس تەبىىتى، خەلىقلەرنىڭ ئىجتىماىي تۇرمۇشى ۋە باشقا ھاياتىي مەسىلىلەر ئۇنىڭغا چوڭقۇر تەسىر قىلدى. شۇ دەۋىردىكى ئۆزگىرىشلەردىن ئىلھام ئالدى. شاىر جەمىيەتتىكى ۋاقىەلەرگە چوڭ تەپەككۈر بىلەن قارىشى كېرەك، ئەلۋەتتە. خ. ساتتارىيمۇ قۇمۇل ئىنقىلاۋىدىن كېيىن بۇ دىياردا يۈز بەرگەن ئۆزگىرىشلەرگە ئەتراپلىق باقتى. خەلىقنىڭ تۇرمۇش ھاياتىغا ئۆز قەلبىدىن ئورۇن بەردى. ۋەتەننىڭ ئۇزاق كەلگۈسى ئىستىقبالىغا ئۈمۈتلۈك قارىدى. شۇنىڭ ئۈچۈن ئۇ ئۇيغۇرلار دىيارىنى گۈلستانغا ئوخشىتىپ:

ئەي گۈلىستان، سەندىن مېنىڭ ئۈمۈتۈم كۆپ،
كۆكرەك كېرىپ، كەڭ كۆكسىڭدە ياتسام دەيمەن.
زۇلمەت بېسىپ، ئاھلار ژۇتقان خەلقىم ئۈچۈن،
تاڭنىڭ نۇرى بۇ ژۇت ئۈچۈن ئاخىر بىر كۈن چېچىلىدۇ.

شاىر قىسقا ئۆمرىدە كۆپ ماۋزۇلارغا مۇراجىەت قىلدى. ئۇ تەبىەت مەنزىرىلىرىنى رەڭدار بوياقلار بىلەن نەقىشلەپ، باھار ھىسسىياتلىرىنى ژۈرەك يالقۇنلىرى ئارقىلىق كۈيلەيدۇ. مەسىلەن، «كۆردۇڭلارمۇ» ناملىق شېىرىدا:

ژىراقلاردىن قۇشلار كېلىپ،
باھار بولدى، كۆردۈڭلارمۇ؟
گۈل لېۋىگە كېپىنەكلەر كېلىپ
قوندى، كۆردۈڭلارمۇ؟
ئىدىر-قىرلار قاشلىرىغا ھوسما
قويدى، كۆردۈڭلارمۇ؟
شوخ شاماللار ئاۋال بىزنى
كېلىپ سۆيدى، كۆردۈڭلارمۇ؟-
دەيدۇ.

بىزنىڭ خەلقىمىزنىڭ مەدەنىي-ماارىپىنى كۆتىرىش، جەمىيەتتىكى تەڭسىزلىك، خۇراپات قالدۇقلىرىغا ئوت ئېچىپ، ۋىژدانسىز، پارىخور ئەمەلدارلار بىلەن كۈرەش قىلىش لازىملىغىنى خىتاپ قىلىپ، ئۇنى ئۆز شېىرلىرىدا مۇنداق ئىزھار قىلىدۇ:

ئىلىم نېمە، غەپلەت نېمە كارىڭلار يوق،
خۇراپاتقا تەدبىرىڭلار-چارەڭلار يوق.
كەمبەغەلدىن دوست-بۇرادەر، يارىڭلار يوق،
كەمبەغەلدىن بۇ مەشەقەت قاچان تۈگەر؟

ئۇنىڭ سىنىپىي مەۋقەسى بىزگە ئايدىڭ. ھەممە ۋاقىت شاىر ئىدېياسىنى ئۆلچەيدىغان ئاساسىي مىزان جەمىيەتتىكى ئۆزگىرىشلەرگە قايسى نۇتەىي نەزەردىن قارىشى بىلەن پەرىقلىنىدۇ. مانا بۇ تەرەپلەردىن ئېلىپ قارىغاندا خ. ساتتارىي كىشىلىك جەمىيىتىدىكى تەڭسىزلىككە، ئادالەتسىزلىككە ئۆزىنىڭ قەلەم ئوقىنى ئاتىدۇ. ئۇ «بولمىسا» ناملىق شېىرىدا مۇنداق كۈيلەيدۇ:

ئادەملەرنىڭ كۆزلىرىدە نەم بولمىسا،
رۇخسارىدا كۈلكە بولسا، غەم بولمىسا.
بۇ دۇنىياغا كەلگەنلەرنىڭ تا كەتكىچە،
ماڭلىيىغا پۇتكەن رىسقا كام بولمىسا.
پۇخرا بىلەن مەنسەپدارنىڭ ئارىسىدا،
بىر باغ بولسا، ئامما ئېگىز تام بولمىسا.

شاىر ۋە ژۇرنالىست خېلىل ساتتارىينىڭ ئىجادىيەت ۋە خىزمەت پاالىيەت دەۋرى ئاساسەن شەرقىي تۈركىستاندا ئۆتتى. ئۇ بىر تەرەپتىن مەتبۇاتتا ئىشلىسە، يەنە بىر تەرەپتىن ئىجات قىلدى. بىراق ئۇ ھېمىشەم تەھدىت ئاستىدا ياشىدى، ئۇنىڭغا ئىجات قىلىشقا شاراىت يارىتىلمىدى. تار زاماندا خورلاندى. ئۇ ئۆزىنىڭ 32 يىللىق ئۆمرىدە يورۇق ئىجادىي ئۇتۇقلارغا يېتەلمىدى. ئەدەبىياتشۇناس تۇرسۇن زوردۇن شاىرنىڭ 8 شېىرىنى ئىزدەپ تېپىپ، «ئىلى دەرىياسى» ژۇرنالىنىڭ 1988-يىلى چىققان 2-سانىدا ئېلان قىلدى.
1930-يىللىرىدا ھاكىمىيەت ئۈستىگە چىققان شىڭ شىسەي شەرقىي تۈركىستاندىكى مىڭلاپ ئىلغار پىكىرلىك خەلىق پەرزەنتلىرىنى ۋەھشىلىك بىلەن ئۆلتۈرۈپ ۋە تۈرمىلەرگە تاشلىغاندا، مەرۈپ سەىدىي، ئايۇپ مەڭسۈرىي، خېلىل ساتتارىي ۋە باشقىلارمۇ بۇنىڭدىن چەتتە قالمىدى. ياش شاىر خېلىل ساتتارىي ئۆي-ئوچاقلىقمۇ بولالماي، 1943-يىلى ئالەمدىن ئۆتتى. ئۇلۇق زىمىندا شاىرنىڭ ئىزلىرى قالدى. ئۇلار مەڭگۈ ئۆچمەيدۇ.
خېلىل ساتتارىينىڭ ئىجادىي مىراسىنى ژىغىپ، توپلاپ، ئۇنىڭ يېڭى زامان ئۇيغۇر ئەدەبىياتىكى ئورنىنى تىكلەش بىلەن كەلگۈسى ئەۋلاتقا قالدۇرۇش ئەدەبىياتشۇناسلارنىڭ ۋەزىپىسىدۇر.
«ئۆچمەس ئۇچقۇنلان» ناملىق كىتاپتىن ئېلىندى، تۇرسۇن قاھارىي (1924-2008)
ئامراق