Воскресенье, 22 декабря, 2024
Аммибаб

Türkiyede qurulghan Eretna Uyghur döliti we pulliri

Түркийәдә қурулған Әрәтна уйғур дөлити вә пуллири

Муһәммәт Турсун Уйғур

Милади 1327-йили Түркийәдә илханийлар дөлитиниң алий қоманданлиридин бири болған уйғур сәркәрдә Алаиддин Әрәтна тәрипидин «Әрәтна уйғур дөлити» қурулған. Дөләт пайтәхти дәсләп Түркийәниң Сивас шәһири болуп, кейин пайтәхтни Қәйсәри шәһиригә йөткигән. Әрәтна уйғур дөлити тарихта 1327-йилидин 1381-йилиғичә 52 йил һөкүм сүргән.
Мән бу мақаләмдә Әрәтна уйғур дөлитиниң қурулуш җәряни, қурғучиси Алаиддин Әрәтна вә пуллири һәққидә қисқичә тохтилип өтимән.
Әрәтна дөлитиниң қурғучиси Алаиддин Әрәтна (Alaeddin Eretna) «илханийлар» (İlhanlılar) дөлитиниң мәшһур қомандани Әмир Чопанниң оғли Әмир Төмүрташниң баш қомандани иди. Илханийлар дөлити Чиңгизханниң нәвриси «Һилаку» (Hülagü 1256-1335) қурған дөләт болуп, дөләт пайтәхти Иранниң Тәбриз шәһири иди. Әмир Төмүрташ болса илханийлар дөлити тәрипидин тәйинләнгән пүтүн Анадолу райониниң омумий валийси иди.
Анадолу райони һазирқи Түркийәниң оттура қисмидин башлап шәрқий чеграсиғичә болған земининиң җуғрапийәлик атилиши болуп, бу земин 14-әсирдә Әрәтна дөлити, Қараман оғуллири, Дулқадир оғуллири, Осман оғуллири, Җандар оғуллири… қатарлиқ 23 дөләт вә бәгликләргә бөлүнүп кәткәниди.
Алаиддин Әрәтна билән Әмир Чопан әслидә туғқан келәтти. Әмир Төмүрташ Алаиддин Әрәтнаниң сиңлисиниң йолдиши болуп, Алаиддин Әрәтнаниң ачиси болса Қараман оғуллири бәгликиниң беги Нури Суфи бәгниң аяли иди. Алаиддин Әрәтна әслидә Түркийәниң Байбурт вилайитиниңму қурғучиси иди.
1326-йиллар әтраплирида илханийлар дөлитиниң һөкүмдари Әбу Сәид Баһадир билән Тимурташниң дадиси Әмир Чопанниң мунасивити бузулиду. Шуниң билән Тимурташ 1327-йили Мисирға қечишқа мәҗбур болиду. У қечиштин бурун өзиниң баш қомандани Алаиддин Әрәтнани (әйни вақитта қейинатиси) өзиниң вәкили қилип, пүтүн Анадолу райониниң омумий валийлиқиға тәйинләйду. Алаиддин Әрәтна 1327-йилидин башлап Анадолу райониниң һөкүмрани болуп оттуриға чиқиду. 1335-йилиғичә сәккиз йил өз һөкүмранлиқини давамлаштуриду. 1335-йили илханийлар дөлитиниң хани Әбу Сәид Баһадир вапат болиду. Униң әвлади болмиғачқа, тәхт талишип қалаймиқанчилиқ чиқиду. Бу вақитта Алаиддин Әрәтна дәрһал илханийлар дөлитидин айрилип чиқип, Әрәтна дөлитиниң мустәқиллиқини елан қилиду. Әмма у һәр еһтималға қарши 1343-1338-йиллар арисида бәш йил Мәмлук султанлиқиниң султани Мәлик Насирниң (1309-1340) һимайисигә кирип, Мәлик Насирниң намида пул чиқириду.
Мәмлук султанлиқиниң тарихи 1174-йили Салаһиддин Әйюби қурған әйюбийлар дөлитидин башлиниду. Мәмлук дегән сөз әрәбчә «қул» дегән сөз болуп, Мәмлук султанлиқи 1350-йилидин 1517-йилиғичә җәмий 167 йил һөкүм сүргән.
Алаиддин Әрәтна илханийлар дөлитиниң әмирлири ичидә әҗдади уйғур болған әң чоң әмир болуп, Ғиясиддин Мәһмәт, Рамизан вә Алаиддин Әли исимлик үч оғли бар иди. У өзи турушлуқ Әрәтна бәгликиниң мустәқиллиқини җакарлиғандин кейин, дөләт намини «Әрәтна дөлити» дәп атайду. Өзи болса «Султан» дегән унванни қоллиниду.
«Әрәтна» түрк вә башқа тилларда әртана, әртәнә вә аратна дәпму аталған болуп, «Әрәтна» дегән исим бүгүнки күндә әрәбчидә «артйн» оқулиду. Әйни вақитта уйғур тилидин пәрқи йоқ Тува тилида «әртинә» ( (Ertine-эртине дәп йезилған болуп, «хәзинә» дегәндәк мәниләрни билдүриду.
Әрәтна уйғур дөлитиниң пайтәхти дәсләптә Сивас (Түркийәниң бир вилайити) иди. Кейин пайтәхтни Қәйсәригә (һазирқи исмиму Қәйсәри) йөткәп келиду.
Алаиддин Әрәтна дөләт пайтәхтини Сивастин Қәйсәригә йөткәп кәлгәндин кейин, әтрапидики илханийлар қатарлиқ башқа дөләт вә бәгликләрдин Әрәтна дөлитигә бир қисим уйғурларни көчүрүп келиду. Алаиддин Әрәтнаниң дадиси Җафәр Бәй болуп, у киши кейин Қәйсәридә вапат болиду.
Түркийә тарихида Анадолуда қурулған түрк дөләтлири асасән «Бәг», «Бәгликләр» дәп атилидиған болуп, Әрәтна дөлити йезилған китаб, тарихларда вә бәзи хәритиләрдә «Әрәтна дөлити» дәп йезилған. Дөләтниң символи һесаблинидиған Әрәтна дөлитиниң пуллириға «Муһәммәд Әрәтна, улуғ султан…» дәп йезилған хәтләрдинму Әрәтна дөлитиниң Алаиддин Әрәтна дәвридә Анадолу районидики барлиқ бәглик вә әмирликләрдин чоң, күчлүк вә иҗтимаий орни юқири дөләт болғанлиқини көрүвалалаймиз.
1335-йили илханийлар дөлитиниң һөкүмдари Әбу Сәид Баһадир вапат болғандин кейин Тимурташ Мисирдин илханийлар дөлитигә қайтип келиду вә Алаиддин Әрәтнани қайта илханийлар дөлитигә бойсунушқа чақириду. Әмма Алаиддин Әрәтна униң бу тәклипини рәт қилиду. Шуниңдин кейин Тимурташниң кичик оғли кичик шәйх Һәсән Анадолу земининиң шәрқий қисмини бойсундуруп, өзини һөкүмдар дәп елан қилған Сулайманниң қошунлири билән иттипақлишип, Әрәтна дөлитигә һуҗум қилиду. 1343-йили бу икки дөләт ләшкәрлири Сивас билән Әрзинҗан арисидики Каранбүк дегән җайда учришиду. Бу урушта Әрәтна уйғур дөлити омумйүзлүк ғәлибә қилип, илханийлар дөлити билән Сулайман рәһбәрликидики Анадолу бәгликлириниң бирләшмә қошунини тамамән мәғлуп қилиду. Шуниң билән Анадолу земинида 87 йил һөкүм сүргән илханийлар дөлити Әрәтна уйғур дөлити тәрипидин ағдурулиду.
Әрәтна уйғур дөлитиниң ғәлибиси вә илханийлар дөлитиниң ағдурулуши әлвәттә тарихий чоң вәқә иди. Чүнки илханийлар дөлити Чиңгизханниң оғли Һилакухан тәрипидин 1256-йили қурулған, бәзи тарихларда «илханийлар империйәси» дәпму атилидиған дөләт иди. Һилакухан қурған бу дөләт оттура вә ғәрбий асия қитәсидики дөләтләрни ялмап-ютуп, 1258-йили дуня тарихида 508 йил һөкүм сүргән Аббасий ислам хәлипиликини ағдурувәткән, шундақла Ирақ, Иран, Сурийә, Пәләстин вә Түркийәниң Анадолу дәп атилидиған оттура қисмида қурулған барлиқ бәгликләрниму өз һөкүмранлиқиға елип болған бир дөләт иди. Тарих давамлишип 1348-йилиға кәлгәндә, мушундақ бир дөләт Алаиддин Әрәтна тәрипидин қурулған Әрәтна уйғур дөлити тәрипидин ағдурулиду.
Тонулған тарихчи вә тарихий пул тәтқиқатчиси Мәһмәт Чайирдағ (Mehmet ÇAYIRDAĞ) бу әһвал һәққидә тохтилип мундақ дәйду: «Әрәтна дөлити илханийлар вә Сулайман рәһбәрликидики Анадолу бәгликлириниң бирләшмә қошунини қаттиқ мәғлуп қилип, байлиқ, қорал-ярағ қатарлиқ наһайити көп ғәниймәт олҗа алиду. Әрәтна дөлити бир һесабта Һилакухан тәрипидин йоқитилған Аббасий ислам хәлипиликиниң интиқамини алиду. бу ғәлибидин кейин Алаиддин Әрәтна өз дәвриниң бир миллий қәһримани болуп оттуриға чиқиду».
Әрәтна уйғур дөлитиниң бу тарихий ғәлибисидин кейин Алаиддин Әрәтнаниң нопузи вә шөһрити мәшһур болуп, пүтүн Анадолу бәгликлири тәрипидин һөрмәтлиниду. Алаиддин Әрәтна 1344-йилидин башлап ялғуз Әрәтна уйғур дөлитиниңла әмәс, пүтүн Анадолуниң һөкүмрани болиду.
Әрәтна уйғур дөлитиниң йәр мәйдани дөләтниң әң парлақ замани болған 1327-1352-йиллирида Түркийәниң һазирқи шәһәр вә вилайәтлиридин Әнқәрә, Киршеһир, Нәвшәһир, Йозғат, Токат, Чорум, Амася, Ниғдә, Қәйсири, Сивас, Әрзинҗан, Әрзурум, Тунҗели, Самсун, Гүмүшханә, Җәнубий Гиресун, Шималий Малатя қатарлиқ 17 вилайәтни өз ичигә алған болуп, дөләт земини 214 миң квадрат километрға йәткән.
Алаиддин Әрәтна қабилийәтлик, җәсур, йирақни көрәләйдиған, мәрд, алим бир зат иди. У дөләтни пәвқуладдә адиллиқ билән башқурғанлиқтин, униң дәвридә Әрәтна уйғур дөлити интайин гүлләнгән, хәлқи параван яшиған. Униң сақили қисқа һәм шалаңрақ болуп, диний етиқади интайин күчлүк иди. У мушундақ алаһидилики сәвәбидин хәлқи униңға «Коса пәйғәмбәр» дәп ләқәм қоюп қойғаниди.
Әрәтна уйғур дөлитиниң қурғучиси султан Алаиддин Әрәтна 1352-йили вапат болиду. Униң вапати ялғуз Әрәтна дөлитигила әмәс, пүтүн оттура шәрқтики дөләтләргә дегүдәк тәсир көрситиду. Әрәтна дөлити вә башқа пүтүн Анадолу бәгликлири һәм Сурийә, Ирақ қатарлиқ көплигән дөләт вә бәгликләрдә униң вапатиға атап қуран кәрим тилавәт қилинип, дуа қилинған.
Алаиддин Әрәтна вапат болғандин кейин, у вапат болуштин йәттә йил бурун, йәни 1345-йили пайтәхт Қәйсәридә өзи үчүн салдурған көшик мәдрисәсигә дәпнә қилинған.
Султан Алаиддин Әрәтнаниң 3-оғли султан Алаиддин Әли 1380-йили 28 йешида ваба кесили билән вапат болиду. Униң султанлиқи 15 йил давам қилиду. Орниға техи әмдила йәттә яшқа киргән оғли Алаиддин Муһәммәд тәхткә чиқиду. Шәрқий Қараһисарниң валийси Қилич Арслан униңға Наиб (султанға вакалитән дөләт башқурғучи) болиду. Әмма 1381-йили Қази Бурһаниддин Қилич Арсланни өлтүрүп, униң орниға наиб боливалиду. Қази Бурһаниддин шу йили Әрәтна дөлитиниң ахирқи султани яш Алаиддин Муһәммәдни тәхттин узақлаштуруп, өзиниң султанлиқини елан қилиду. Шуниң билән 1327-йилидин 1381-йилиғичә 52 йил һөкүм сүргән Әрәтна уйғур дөлитиниң дәври ахирлишиду.
Қази Бурһаниддин тәхтни тартивалғандин кейин дөләт исмини «Қази Бурһаниддин Әһмәд дөлити»гә өзгәртип, 18 йил һөкүм сүриду. 1398-йили өлтүрүлиду. Кейин дөлити Осман империйәси земиниға қошулуп түгәйду.

Әрәтна уйғур дөлитиниң пуллири

Әрәтна уйғур дөлитиниң һакимийити вә сәлтәнитиниң пакити болған алтун вә күмүш пуллири дәвримизгичә йетип кәлгән. Бу пулларниң ичидә болупму Алаиддин Әрәтнаниң 1950-йили Әрзинҗанда бастурған алтун пули интайин муһим орунда туриду.
Тонулған тарихчи вә тарихий пул тәтқиқатчиси Мәһмәт Чайирдағ бу әһвал һәққидә тохтилип: «У дәврдә Анадолу тәвәсидики барлиқ дөләт вә бәгликләрниң пуллири күмүш болуп, пәқәт Әрәтна дөлитиниңла алтундин ясалған пули болған. Бу әһвал Әрәтна дөлитиниң иҗтимаий вә иқтисадий әһвалиниң яхши икәнликиниң испати болуш нуқтисидин муһим. Чүнки Анадолу Сәлчуқ һөкүмдарлири II-Қилич Арслан дәвридә, Осман империйәси болса пәқәт Фатиһ Султан Муһәммәдхан дәвридә андин алтун пул бастуралиған» дәп язған.
Әрәтна уйғур дөлитиниң 1348-йили Қәйсәридә қуюлған күмүш пуллириниң бир йүзигә кәлимә тәвһид, әтрапиға төт хәлипиниң исми йезилған. Арқа йүзигә: «Муһәммәд Әрәтна, улуғ султан, дуня вә динниң қоғдиғучиси, Аллаһ униң мүлкини әбәдий қилсун; Қәйсәридә қуюлди» дәп йезилған.
һазир Әрәтна уйғур дөлитиниң пәрқлиқ йилларда бесилған хели көп пуллири бар болуп, булардин башқа Әрәтна дөлитиниң Сивас гүдүк мунари, Қәйсәри көшик мәдрисәси, Қәйсәри сирчали гүмбизи, Әли Җафәр гүмбизи, Ниғдә сунгураға җамәси вә гүмбизи қатарлиқ хели көп әсәрләрму дәвримизгичә йетип кәлгән.

Пайдиланған мәнбәләр:
«100мәшһур уйғур», 2017-йили нәшри, 1-қисим, 183-бәттин 189-бәткичә.
* https://dergipark.org.tr/en/download/article-file/1561905
* https://dergipark.org.tr/tr/download/article-file/977418
* https://tr.wikipedia.org/wiki/Anadolu_beylikleri
* https://yesilhisarihl38.meb.k12.tr/…/vakti-kusanmak…
* https://www.bedencoins.com/kategori/6
* https://silo.tips/download/anadolu-beylkler-ve-skkeler
* https://www.ma-shops.co.uk/schmuckstube/item.php?id=32394
* * * * * * * * *
https://www.istiqlalhaber.com/page/news/8091
2023-йили 12-айниң 11-күни