Четверг, 16 января, 2025
Аммибаб

Tughulghan kun mubarek bolcun

Әлгә тонулған инсан

© https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/52250

Азнат ТАЛИПОВ,
«Uiğur avazi»

Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң Пәрмани билән 2025-жил «Ишчи мутәхәссисләр жили» дәп җакаланди. Дөләт рәһбириниң ейтишичә, адил вә шиҗаәтлик әмгиги билән утуққа йәткән адәмләр һәрқачан инавәтлик, һөрмәтлик болуши лазим. «Бир сөз билән ейтқанда, җәмийитимиздә әмгәкчанлиқ, кәспийлик охшаш хисләтләр наһайити жуқури баһалиниши керәк. Өз кәспини йетүк егилигән мутәхәссисләр милләт сапасини ашуриду. Шуңлашқа биз әмгәк адиминиң мәртивисини көтириватимиз» дейилгән Дөләт рәһбириниң мәктүбидә.
Растини ейтиш керәк, кейинки жилларда йеңи әвлат вәкиллиридә җапа тартмай, көп пул тепишни арман қилидиған сәвийә қелиплишип қалди. Қолидин келидиған ишини яхши көрүш, уни сапалиқ ишләш, өз кәспиниң маһири болуштин көрә, «пул тапидиған орунни» егиләш арзуси үстүн кәлди. Парихорлуқ әң көп байқилидиған саһаларда нәқ шу арман билән ишқа орунлашқанлар һәм йеник йол билән җан беқиш ғемидә жүргәнләр җәмийитимизниң тәрәққиятида сәлбий роль ойниди.
Һәқиқитини ейтқанда, Президентимиз ейтқандәк, ишниң ямини йоқ, һәрқандақ әмгәк қәдирлик. Әң муһими, һәрким җавапкәрликни чоңқур чүшинип, өз вәзиписини сапалиқ атқурушқа тегиш. Шу чағдила елимиз тәрәққиятниң дағдам йолиға чүшиду.
Әнди өз кәспини чин қәлбидин сөйгән, зиммисигә жүкләнгән вәзипиниң һөддисидин жуқури җавапкәрлик билән чиққан чоң әвлат вәкиллири һелиму аримизда. Өз дәвридә нәмунилик әмгиги билән аброй-инавәт тапқан инсанларниң һаят тәҗрибисиму һазирқи яшлиримизға үлгә-ибрәт болуп қалиду.
Ваққас Аббасоғли Мәмәдинов. Бу исим уйғур җамаәтчилигигә яхши тонуш. Униң һаят йолиға нәзәр салидекәнмиз, турмуштики еғирчилиқларни адил меһнити арқилиқ йеңишни билгән әмгәк адиминиң өмүр мусаписини көримиз. Аилә шараитиға бола, 16 йешидила Алмута еғир машина ясаш заводиға (АЗТМ) ишқа орунлашти. Әмгәк паалийитини станок алдида фрезеровщик болуп башлиди. Җисманий ишта чиниққини вә кичигидин спортқа һәвәс қилғини сәвәп болдиму, униңға Кеңәш армиясиниң алаһидә йөнилиши һесаплинидиған Һава десанти қошунида хизмәт қилишқа тоғра кәлди.
Учқуч болуп, көктә пәрваз қилиш – Ваққас Аббасоғлиниң балилиқ армини еди. Шу арман йетилигән болуши керәк, һәрбий борчини өтәп келип, Алмутидики гражданлиқ авиациядә радиомеханик болуп ишлиди. Алий билимлик мутәхәссис болушни мәхсәт қилди. Иштин қол үзмәй, Хәлиқ егилиги институтиниң Ихтисадий реҗиләш факультетиниң кәчки бөлүмидә билим алди.


Җиддий әмгәк паалийитигә кәлсәк, 1968-жилдин 1975-жилғичә Қазақстан Министрлар Кеңишиниң Әмгәк ресурслири комитетида җавапкәрлик хизмәт атқурди. 1975-жили Алмута шәһиридики «Түскииз» фабрикиси мудириниң орунбасари болуп тайинланди. Қазақстандики йеник санаәт тәрәққиятиға өз үлүшини қошқан намайәндә Турсун Палташев мәзкүр фабрикиниң мудири еди. Нәқ мошу тәҗрибилик рәһбәр Ваққас акиниң кәлгүсигә йолланма бәргән устази болуп қалди. 1977-жили Маңғыстав вилайитиниң Шевченко (Һазирқи Ақтав) шәһиридә йеңи ишләпчиқириш орнини қуруш вәзиписи яш мутәхәссискә жүкләнди. Барни йоқитиш оңай, амма йоқтин бәрпа қилиш наһайити қийин болғанлиқтин, йеңи фабрика ечишқа кәспий маһарәт вә ғәйрәт керәк еди. Кәсипкә болған чин муһәббәт билән хизмәттә өсүшнила ойлаш – бири-биридин пәриқлинидиған нәрсә. Иштияқ билән ишләнгән әмгәкла иҗабий нәтиҗисини бериду. Маңғыстав вилайитидики бу карханини тәшкилләп, йолға қоюш йолида алаһидә ихлас вә шиҗаәт билән киришип кәтти.
Һәрқандақ хизмәт өз ишиға җавапкәрлик билән қарашни тәләп қилиду. Җавапкәрлик бар йәрдә көзлигән нишанға йәткили болиду. Бу қаидини чүшәнгән мақалимиз қәһримани өзи асасини салған Ақтав шәһиридики ишләпчиқириш орниға (Горпромкомбинатниң) йәттә жил рәһбәрлик қилиду. Форт-Шевченко, Ералиев, Жаңаөзен шәһәрлиридә комбинатниң шөбилирини ечип, миңдин көп адәмни иш билән тәминләйду.
Ваққас Мәмәдинов 1984-жили Қазақстан паңлар җәмийитигә қарашлиқ Алмутидики оқуп-ишләпчиқириш карханисиниң мудири болуп тайинлиниду. Мүмкинчилиги чәкләнгән адәмләр билән ишләйдиған рәһбәрниң ички дуниясида алаһидә меһир-муһәббәт болуши керәк. Туғулушидин мәйип җанларниң бешини бириктүрүп, уларниң һәқ-һоқуқлири билән муддиасини қоғдап, пайдилиқ әмгәккә җәлип қилиш, өмүргә дегән ишәнчисини ашуруш үчүн көплигән ишларни әмәлгә ашурушқа тоғра кәлди.
Ихтисадий боһран овҗ алған өткән әсирниң 90-жиллири бу ишләпчиқириш орнини һәртүрлүк тосалғулуқлардин сүрүндүрмәй елип чиқишниң өзи өз алдиға бир һекайә. Накалиғи бар җанларниң өмри қийинчилиқларға толған болсиму, көпчилиги «Саламәтлигим яр бәрмәйду» дәп қол қоштуруп турмайду. Бәлки тиришип-тирмишип адил әмгәк қилиду.  Әйнә шундақ ирадиси күчлүк адәмләргә Ваққас Аббасоғли рәһбәр ретидә әмәс, инсан ретидә қолидин келидиған ярдимини айимиди. У муһтаҗ җанларға көрсәткән ярдими һәққидә ейтип кәтмәйду. Бу ишни адәмгәрчиликниң адәттики бир көрүнүши дәп қарайду.
Қазақстан Җумһурийити өз мустәқиллигини җакалиғандин кейин дәвирниң йеңи сәһипилири ечилди. Җәмийәтлик паалийәтләргә имканийәтләр яритилди. Өзи тәшәббускар болған җәмийәтлик бирләшмә «Уйғурларниң миллий ассоциациясиниң» вице-президенти сүпитидә миллий мәдәнийитимизниң тәрәққиятиға өз үлүшини қошти. Әдиплиримизниң китаплири нәшир қилинди, хәйрихаһлиқ мәрасимлар, мәдәний чарә-тәдбирләр уюштурулди. Ваққас Аббасоғлиниң күч-ғәйрити билән чәт әлләрдә өткүзүлгән мәрасимларда хәлқимизниң мәдәнийитини намайиш қилидиған көргәзмиләр, концертлиқ программилар көрситилди. Мәсилән, дунияға мәшһур антрополог Андраш Бирониң тәшаббуси билән Мажарстанда (Венгрия) уюштурулған һун-түркийләр қурултийиға қазақстанлиқ уйғурлар делегациясиниң қатнишиши үчүн көп күч чиқарди. «Сарыарқа» корпорациясиниң президенти, мәрһум Қурал Ержанов билән қазақ-уйғур хәлқиниң достлуғини мустәһкәмләш йолида бираз ишларни әмәлгә ашурди. Икки хәлиқниң зиялилири иштрак қилған «Ипәк йолидики достлуқ» дәп атилидиған «дүгләк үстәл» нәқ шу әмгәкниң ениқ ипадиси.
Ваққас ака өз мәблиғи һесавиға бирнәччә нәпәр қаракөзлиримизниң алий билим елишиға зәмин яратти. Уларниң арисида наһийәләрдики ихтисадий шараити төвән аилиләрниң пәрзәнтлириму бар.
Ваққас Аббасоғли һалал әмгиги, хәйрихаһлиғи билән әлгә тонулған инсан. Президентимиз ейтқандәк, адил әмгәк қилип, адил тапавәт тапқан адәм муваппәқийәткә йетиду, һөрмәткә егә болиду.

Добавить комментарий

Ваш адрес email не будет опубликован. Обязательные поля помечены *