Воскресенье, 22 декабря, 2024
Аммибаб

Shiwetsiyidiki tarihiy materiyallarda Uyghur kiyim kéchekliri toghrisida

© Uyghur tetqiqati zhurnili 2015/5  

 

Зулһаят Өткүр

 

1890-йиллиридин башлап Швет екиспидитсийичилириниң қәдими зиминимизға тәккән болуп,

Свен Һедин(1865-1952)

тунҗи қетим Һималая теғидин өтүп Оттура Асияға  екиспидитсийә сәпиридә болған тунҗи Шветисийилик екиспидитсийичи. У тунҗи қетим 1893 — 1897 йиллири Тарим ойманлиқи, Памир игизлики Тәклиман чөлликидә қедирип тәкшүрүштә болған болуп, шундин кейин у Оттура Асияға  төт қетим екиспидитсийәдә болған, җүмлидин 1927-йилидин 1935-йилғичә йәнә бир қетим Шиветсийә-җуңго екиспидитсийә өмики билән бирликтә йәнә бир қетим тәкшүрүштә болған. У зиминимизда Кироран қәдимий харабисини байқашқа охшаш төһпиләрни яратқандин башқа йәнә нурғунлиған тарихий, архелогийилик вә етнографик материялларни ғәрп әллиригә елип кәлгән. Униң елип кәлгән юртимизға аит күндилик хатирә, хәритә, фото рәсим, һайванат вә өсүмлүк әвришкиси қатарлиқлар һазир Швитсийә етнографийә музейи вә тәбиәт тарих музейида сақланмақта.

1892-1938-йилғичә Шивет миссионерлар җәмийитиниң тәшкиллиши билән Швиет миссионерлири Қәшқәр, Яркәнт вә Йеңисарларда миссионерлиқ паалийәтлиридә болған. Әйни вақитта әқидиси күчлүк болған бу мусулманларни христианға айландуруш анчә асан иш әмәс еди. Шуниң билән миссионерлар давалаш, дарилтам- мәктәп ечиш, қол һүнәрвән тәрбийиләш қатарлиқ техникилиқ ярдәм ишлири билән шуғуллиниду вә 1912-йили Қәшқәрдә басма завути қуруп чиқиду . Шветсийилик мәшһур дипломат , тилшунас алим Гуннар рриң (1907-2002) тил үгиниш мәқсдидә Қәшқәргә келиду. У Қәшқәрдә миссионерлар базисида туриду вә шу җәриянда йәрлик хәлиқтин вә миссионерларниң ианә қилған нурғун күндилик хатирә, хәт-чәк, тартқан рәсим, шундақла Қәшқәрдики миссион басма завутида бесилған түрлүк әдәбий әсәрләр, календар, зиярәт лентиси, негатив, дәрислик китап, гезит, җурнал қатарлиқ материалларни Шветсийигә елип келип, бир қисмини Лунд университети күтүпханисға иана қилиду.  Бу сақланмилар дуния бойичә һазирғичә сақланған үчинчи чоң уйғурларға аит қол язма топлими болуп 1100 темидики 560 парчә қол язмидин тәркип тапиду. Бу хил байлиқлар бизниң 150 йиллиқ тарихий, мәдәний мираслиримизни тәтқиқ қилиш, издиништә наһайити қиммәтлик материял болуп сақланмақта. Қолязмилар пәқәт филологийилик, тарихий тәтқиқат қиммитигә егә болупла қалмай йәнә өз дәвридики Шинҗаң җәмийитиниң диний вәзийити, тиббий давалаш, қанун түзүм, қол һүнәрвәнчилик, мистицизм қатарлиқ вәзийитини чүшиниш, тәтқиқ қилиштиму зор қиммәткә егә.

Мән өзүмниң Шветсийә ханлиқ күтүпханиси, Шветсийә дөләтлик архипи, миссионерлар черкави архибханиси, етнографийә музейи қатарлиқ орунларға берип юқарқи қол язма, рәсимләрни көрүшкә, үн алғу лентилирини аңлаш пурситигә егә болдум.  Қол язмиларниң бәзилири Хотән қәғизигә, бәзилири русс вә Швет қәғәзлиригә йезип қалдурулған екән. Уларниң 75% -и уйғур тилида яки чағатай тилида йезилған.

Мән Шиветсийәдә сақланған бир қисим материялларға асасән уйғур йеқинқи заман кийим кечәклири тоғриисида азрақ издәндим.

Уйғурларниң йүрүш туруши, кийинишкә етибар бериши, вә қол һүнәрвәнчилик, деһқанчилиқ, ишләпчиқириш усуллиридики өзгичиликләр миссионерлар вә археологларниң диққитини тартқан вә бу һәқтә хатирә қалдурған. Материалларға асасланғанда уйғурларниң әҗдадлири милади 2- әсирдин башлапла юң, йипәк вә өсүмлүк талалиридин кийим кийишни башлиған. Бу шу замандила уйғурларниң тоқумичилиқ, бояқчилиқ, чарвичилиқ вә қол һүнәрвәнчилигиниң тәрәққий қилғанлиғини, тарихта өзгичә хас услуб яратқанлиғидин дерәк бериду.

Уйғур кийим кечәклириниң җинсий айримилиқ, яш-қорам, пәсил вә сорунға қарап айрилиши наһайити ениқ болуп, рәң, материал, вә фасон җәһәттин рошән пәриққә егә.

Аяллар игәнлири

Әйни вақиттики миссионерлардин бири болған Сигрид  Һөгберг (Sigrid Högberg) ниң қалдурған күндилик хатирисигә асасланғанда, уйғур аяллири кийим-кечәк вә зибу зиннәткә һерисмән болуп, уларни һәтта иҗтимаий орунни бәлгиләшниң өлчими дәп қариған. Пәқәт кийим кечәк, ясиништинла аялларниң қайсисиниң хоҗайин вә қайсисиниң мулазим икәнлигигә һөкүм қилғили болидиған болуп, мәйли хоҗайин аял яки мулазимлар болсун һәммисиниң ағзидин охшашла қопал тилларни аңлиғили вә болмиғур иш һәрикәтләрни учритиш тәс әмәс. Шуңа уйғур җәмийитидә хоҗайин билән малайлар оттурисида ғәрип әллиридикигә охшимайдиған бир хил йеқин, қоюқ мунасивәт болуп, малайлар шу аилниң барлиқ пинһан сирлирини сақлиялайду вә аилидә йүз бәргән барлиқ қутлуқ ишлардин шундақла җәңгә җидәлләрдин хәвәр тепип туриду

«Кийимләрниң баяни»дигән қол ямзиға асасән бай аялларниң йүрүш — туруши мундақ тәсвирлиниду: уйғур аяллири алтун һалқа, алтун таҗ вә әтләс көйнәкни әң яқтуриду. Улар йәнә тавар, духава вә чәкмәнләрдиму ошуқиға келидиған көйнәк тиктүрүп кийишни вә түрлүк материаллардин тикилгән шалвар кийишни яхши көриду. Андин улар йәнә кийимниң төпигә ақ рәңлик пәриҗә йеңи узун пәриҗә кийиду, лекин униң йеңини сапмайду.  Бешиға болса личәк салиду. Лекин Хотән вә Йәркәннтә болса пәриҗә оримайду, улар төрт часа келидиған Һиндистан дакисидин таки тапиниға кәлгүдәк личәк артишидиған болуп, бу хил личәк бәһри дәп атилиду. Гәрдиш дәп атилидиған йәнә бир хил личәк болуп, пүтүнләй кәштә билән тикилгән.  Уйғур аяллири яз пәслидә толиси нәпис мәшүт либаслардин кийим кийсә, қиш пәслидә йеник көрпиләрдин тикилгән җувиларни тиккүзүп, измә түгмилиригә үч мисқаллиқ тәңигини түгмә қилип кийиду.

Бурунқи заманда уйғур аялллири пәқәт қизил рәңнила вәкил характеригә егә дәп ойлатти.  Лекин һазир улар рәңгарәң рәңләрдә кийинидиған болуп рәң чәклимиси йоқ.

Уйғур аял кийим кечәклиридә яқа көзгә ташлинип туридиған болуп, адәттә чоңрақ яқини яқтуришиду. Аяллар кәңрәк шалвар кийидиған болуп, пахтилиқ шимни тар қилип кийиду, вә қур (бәлвағ) билән белидин бағлавалиду. Улар йәнә тизиға яки ошуқиға келидиған түрлүк рәңидики рәхтләрдин өзара улап тикилгән қурақ иштанларниму кийишиду.

Уйғур аяллири йәнә бурунқи заманларда бафту дәп атилидиған бир хил чапан кийидиған болуп, тамамән йиңнидә илмидозлуқ билән мәшүт йипта гүл тикип тәйярлинатти. Улар һәтта өтүклиригә вә сапма кәшлиригиму калатун йипта гүл чекип кийишәтти.

Улар йәнә кийимлириниң яқа вә пәшлиригә көк пахта рәхттин әстәрлик қилип кийим кийишиду, бу кийимни техиму қелипқа киргүзүп, сипта вә җулалиқ көрситиду.

Уйғур аяллар кийим кечәклири ичидә яш қизлар билән той қилған җуванларниң кийиниш адәтлириму рошән пәрқлиниду. Җуван болуш үчүн алаһидә меһман чақирип, қой өлтүрүп, йеңи игәнләрни тәйярлап, җуван тойи берилиду вә җуванчә көңләк йәни ирақий кийип униң үстидин үч чи(хитайчә өлчәм, бир чи 0,33м,)  узунлуқтики пота билән бағливалиду. Җуванчә кийимләр адәтта яндин түгмилинидиған болуп, нәшпүт шәкиллик йоған түгмиләр бекитилгән.  Түгмиләр алтунға бәш данә қизил яқут олтурғузуп, чөрисигә йешил яқуттин зиннәт берилгән шәкилдә ясалған.

Юқариқи баянлардин көривелишқа болидуки, уйғур аяллири әзәлдин кийимликниң материалиға вә турмушқа қолайлиқ, сорунға мас келишкә әһмийәт берип кәлгән.

Йәнә бир мисстонер Мария Ловисаниң1912-йили 14-апрелда аилисигә язған бир парчә хетидә өз вақтидики Қәшқәрдики миссионерлар дохтурханисиға келип даваланған уйғур аялириниң пахта, қелин йипәк вә духавилардин узун көйнәк кийидиғанлиғи, уларниң мәрвайит, зирә, яқутлардин зибу — зиннәт тақайдиғанлиғини баян қилиду.

Ундин башқа аяллар кийимлиридин йәнә нимчә, хәнтазә (хәнзутилидин киргән), җиләткә қатарлиқ кийимләрму бар.

Әрләр игәнлири

Уйғур әрлири толиси хәсидин тикилгән көйнәк вә тамбалларни кийишни яқтуриду. Асаслиқи күлрәң, қара вә ақ рәңлик кийимләрни кийишиду. Яз күнлири көйнәкниң сиртиға йәктәк яки кәнзур дәп атилидиған тон кийишиду вә бәлвақ билән тонини бағливалиду. Бу хил бәлвағлар қизил, йешил, сериқ , қара вә ақ рәңләрдә болиду. Яшлар қизил вә беғиррәңгә охшаш очуқ рәңләрдә, яшанғанлар тутуқрақ рәңләрдә пота бағлайду. Әң үстигә пахтисиз йоллуқ йипәк бәқәсәм чапан кийиду. Әрләрниң кийимлиридә пәқәтла бирла изма вә бирла түгмә болиду. Балилар вә яшлар болса, кәнзур тонни көпрәк кийиду, шуниңға мунасип сақал бурути бар кишиләр йәктәк кийиду. Пәқәт йәктәк вә кәнзурниңла янчуқи болиду, қалған кийимләргә янчуқ селинмайду.

Уйғурларниң бәлвақ бағлаш өрп адити архелогийилик тарихий материяллардиму хатириләнгән болуп, даңлиқ тоқулма мутәхәсиси Виви Силван(1870 — 1961Vivi Sylwan) Свен Һедин вә Бейрманлар Кироран харабилиқидин тепилған.  Шветсийигә елип кәлгән тоқулма буюмларға асасән, йезип чиққан «кироран юң тоқулмилири» намлиқ китавида, юң йип, шойна, боқуч дигән сөзләрни көп қетим тилға алған.

Виви Силван Кирорандин тепилған мумияларниң кийим кечәклири үстидә тохтилип, әйни вақитта әр вә аяллар теридин тикилгән, тизиға келидиған алди очуқ кийимләрни кийип, юң йиптин ешилгән бәлвақлар билән бағливалидиғанлиқини , аялларниң тониниң әрләргә қариғанда кәңрәк болиғиғанлиқини баян қилиду. Явропада болса, бу хил алди очуқ тонни пәқәт балилиқ аялларла кийидиған болуп, чүнки бу уларниң бала емитишигә қолайлиқ еди.

Шветсийилик архелог Folke Bergman (1902-1946) Қум дәрия делтисидин тепилған қәвриләрдики кийим кечәкләрни мундақ тәсвирләйду: алдида икки пеши бар, алди очуқ кийим боялмған ақ юң йиптин тоқулған болуп, йипниң кәңлики 2мм, бәлвағ қизил рәңлик йиптин бош қилип тоқулған болуп, йипниң кәңлики 4мм келиду. Кийимләрниң тоқулуш сәнитиму уни һәйран қалдурған. У йәнә кийимләрниң наһайити силиқ тоқулишиға вә сүпитиниң юқирилиқиға қарап, төгә яки башқа һайванларниң юңидин әмәс, қой юңидин тоқулғинини испатлап чиққан шундақла шу хил қойларниң ирқиниң кавказ-парис ирқидики қойлар икәнликини қияс қилип, шу тупрақта яшиған кишиләрниң деһқанчилиқ билән шуғуллинидиғанлиқини, вә төгә, ат, ишәк қатарлиқ һайванларни бақидиғанлиқини, дәрия бойида белиқчилиқ қилидиғанлиқини, вә көп қисим кишиләрниң қомушлуқта яки түзләңликтә овчилиқ қилиидиғанлиқниму оттуриға қойған. Диққәт қилишқа тегишлик йәнә бир факт шуки, юңчилиқ уларниң асаслиқ сода объекти болуп, ичкири өлкиләрдә әйни дәвирдә техи ундақ техника йоқ болғачқа, асаслиқи шуларни юң тоқумичилиқ буюмлири билән тәминләп кәлгән.

Баш кийимләр

    Уйғурларниң баш кийимлиридин тумақ ,кула, доппа, посма, тәлпәк қатарлиқлар болуп, уйғурларниң яшаш муһити вә миллий тәркиплириниң өзгирип туришға әгишип қалпақ, сәллә, қулақча қатарлиқларму учрайду.

Мөтивәр кишиләр Һиндистан дакисидин бешиға сәллә йөгәйду, яшлар болса сөсәр, түлкә, көрпә вә булғун терилиридин тумақ кийишиду.

Әрләрниң тумақлири көк рәңлик йипәк яки пахта рәхттә тикилиду вә шәкли гүмбәз шәкилдә болиду.

Аяллар кәмчәт тумақ кийишни яқтуриду, уларниң тумақлири гүмбәз шәкилдә болуп, нисбәтән еғир болиду. Уйғур аяллириниң доппилириму шундақ гүмбәз шәкилдә болуп, адәттә тавар вә кимхап дәп атилидиған бир хил пахта арилаш йипәк рәхттә тикилиду. Кейинчә улар Сәмәрқәнт доппилириниму яқтуруп кийидиған болушуп, доппилирини алтун илғуч билән чачқа қисишивалатти.

Уйғур аяллириниң зибу-зиннәткә амрақлиқи вә әһмийәт беридиғанлиқиму миссионерларниң хатирисидә хатирләнгән болуп, әгәр уйғур аяллири бирәрси йеңи бир хил зибу зиннәт тақиса қалғанлириму дәрһал шундақ зибу зиннәтни изләп тапмиғучә көңли арам тапмайду, бу хил һерисмәнлик шу дәриҗидә күчлүк икәнки бәзидә аилидә зиддийәт пәйда қилип, аҗришшқа елип бариду дәп тәсвирлигән.

Уйғур аяллири қулақлириға алтун һалқа, башлириға алтун таҗ, биләклиригә алтун вә күмүш биләйзүк һәмдә бармақлириға қизил вә йешил яқуттин, зумрәт ташлардин үзүк тақашни яхши көриду.

Лопнур тәвәсидин тепилған қәврә тоғрилиқ матирияллардиму әр җәсәтниң биликидә юң йипқа өткүзүлгән таш мончақ биләйзүк, аял җәсәтниң биликидә болса, рәңлик йипқа өткүзүлгән ушшақ пәйләр вә ташлардин яслған биләйзүк тепилған.

Буниңдин әйни заманлардила хәлқимизниң естетик қаришиға егә болуп, өз гүзәлликлирини намайән қилишни вә җәлпкар болушни көзлигәнликини көривалалаймиз.

Уйғур аяллири ичидә йәнә чач өрүш өрп адити болуп, кичик қизлар үч тал яки бәш тал өрүмә өрүйду.  Бәзидә улар өзлириниң чачлирини вә қотазниң қуйруқидин өрүмә ясап чачлириға чачлиқ қилип селивалиду. Улар бәш тал өрүмә чачни өзара четиш үчүн қәһрива вә күмүшләрдин четиқ ясап чачлириға тақивалиду. Бу бәш тал чачниң томлуқи чоқум биләктәк болуши керәк еди, шу чағдила уларниң гүзәллики намайән болиду дәп қарилатти.  Нәтиҗидә улар наһайити еғир болуп кәткән чачлирини көтүрүшәлмәй сәл кәйнигә даҗипму меңишатти.

Виви Силван(Vivi Sylwan) йәнә шу Қум дәрия вадисидин тепилған 36-номурлуқ қәвридики аял җәсәтниң баш кийимлири тоғрилиқ монуларни баян қилиду: бу җәсәт бешиға ич башлиқ вә таш башлиқтин ибарәт икки баш кийим кийгән, ич башлиқ сағучқа майил юңдин тоқулған болуп, юмилақ шәкилдә башқа чаплишип туридиған һәм қулақни йепип туридиған болуп, игизлики тәхминән 27см келиду.

Таш башлиқму наһайити исил кигиз доппа болуп, тоқулиши дегәндәк силиқ болмисиму лекин чиң вә мәзмут еди. Үстидә қизил рәңлик чучиси, булғун териси вә узун пәйләр қатарлиқ зиннәтлири бариди.

Венгирийилик архелог Аурел Стейин (Aurel Stein) (1862-1943) вә Свен Һединларниң тәтқиқатитиға қариғандиму Хотән вә Чақилиқ районлирида мушу хил кигиз тоқуш техникиси мәвҗүт екән.

Мениңчә уйғур доппилириниң гүмбәз шәклини елиши кейинки вақитта қараханилар дәвригә кәлгәндә исламниң қобул қилинишиға әгишип мимарчилиқ, рәссамлиқ, нәққашлиқ сәнъәтлиригә гүмбәз әқидиси сиңип кириши билән тәң, кишиләрниң турмушиға вә естетик қаришиға бивастә тәсир көрсүтүп тәдриҗи гүмбәз шәклини алған болуши мумкин. Мән бу қиясимни төвәндики йәнә бир тарихий факт арқилиқ күчәйтмәкчимән.

Юқирида баян қилинған тарихий фактлардин йәнә 500 йил қәдимий болған йәни миладидиниң 1-әсирлиридә мәвҗүт болған Турпан су бешидин тепилған қәвригә қариғанда, аял җәсәт наһайити кәң болған қизил, сериқ, қоңур рәңлик, тоғрисиға йоллуқ юң кийим кийгән болуп, бешиға қара рәңлик, учлуқ худди қизил мучқа охшаш шәкиллик башлиқ кийгән. Бу худди християнларниң әрваһлар байримидики ривайитидики сүпүргигә минип келидиған сеһирлик җадугәрниң бешидики допписиға охшайтти. Инглис тилидики сеһир дегән мәнидики magic дигән сөз парисчидики поп дигән мәнини билдүридиған magus дигән сөздин келип чиққан. Сеһригәрләр дегәндә биз адәттә астрономиийә, астрологийә йәни юлтузлар тәтқиқати, тиббий билимләргә егә, роһий дуния билән алақә қилалайдиған, вә шамал қатарлиқ тәбиәт һадисилирини контрол қилалайдиған, бешиға егиз доппа кийивалидиған кишиләрни көз алдимизға кәлтүримиз.

Ундақта Турпандин тепилған җәсәтләр билән парисларниң өзара бир, мунасивити барму қандақ? дегән соал туғулиду.

Оттура Асия вә һазирқи Шинҗаң қәдимдин тартип һәр хил милләтләр олтурақлашқан земин еди. Түркий тил систимисидики милләтләрдин сирт йәнә башқа милләтләрму бу земинда узақ муддәт яшап, земинимизниң иқтисадий, мәдәний һаятида муһим рол ойниған.

Тарим ойманлиқ бойлиридин тепилған мәңгү таш ядикарлиқлирдин қәдимки Иран миллитиниң бир тармиқи болған соғдилар йезиқида йезилған будда, маний, несториян ядикарлиқлири тепилған.  Булардин қариғанда әйни вақитта бостанлиқниң җәнуби тәрипдә пүтүнләй соғди миллитиниң тәсири күчлүк болуп, Ақсу, Куча, Турпан қатарлиқ бостанлиқниң шималидики районларда болса миладидин бурун 2-әсирдә түзләңликкә йетип кәлгән тохарларниң тәсири күчлүк еди. Аста- аста бу хил милләтләр түрклишип, уйғурлишип кәткән, шуниң билән уларниң мәдәнийитиму уйғур мәдәнийитиниң бир тәркибий қисми болуп қалған.

Шундақ, тарихий шараит вә җуғрапийилик муһиттин башқа, миллий тәркипниң мурәккәплигиму уйғур мәдәнийитиниң көп мәнбәләк болушини бәлгилигән.

Тилшунас профессор Victor H. Mair  ниң тәтқиқатиға асасланғанда Гәнсу билән Оттура Асияниң чегрисидики Дунхуаң дигән сөзму парис тилидин келип чиққанкән. Хәнзу тилидики»дун»хети «от»тәркибини өз ичигә алидикән.  Бу парисларниң отни хәвәр йәткүзүш үчүн қоллинишидәк адитидин келип чиққанлиқини дәлиллигән.

Юқириқи фактларға асасән Турпандин тепилған җәсәтниң бешидики конус шәкиллик доппиниң соғди дининиң тәсиридин келип чиққанлиқиға һөкүм қилишқа болиду.

Аяқ кийимлири

Уйғур аяқ кийимлири ичидә өтүк, калач, мәсә, сапма кәш қатарлиқлар болуп, улар қой, өчкә, яки кала терилиридә тикилиду.

Әрләрниң аяқ кийимлири әрәнчә дәп атилиду, аялларниң аяқ кийимлири зипанә дәп атилиду, Бу бәлки аяллларниң назакитини ипадиләйдиған тәсвирий сөз “зиба“ дегәндин келип чиққан болуши мүмкин. Балиларниң аяқ кийимлири болса бачкинә дәп атилиду.

“Моздузлуқ рисалиси“ дә баян қилинишичә, моздузлар өзлири ишлитидиған хурумларни төвәндикидә атап кәлгән: қирим (өчкә териси), бузә(ашланған өчкә териси), көн(хурумниң омумий атилиши), сайра(қасрақ терә), бишо(бир хил аяқниң ичигә елинидиған хурум), чиғирин(инәк териси), уфуки(бир хил алаһидә хурум), буляри(қизил қоңур рәңлик хурум)

Бу рисалидә йәнә бир аяқниң пүтүп чиқиш җәряни мундақ баян қилинған:

Моздуз мәсә тиккән чақитта рәхтни әндизниң төписидә қоюп тикиду, йиңнини сақдоз дәп атилидиған бигизчиниң ярдимидә санчип туруп, йипни тартиду. Андин гүлчиң дәп атилидиған рәңлик хурумни тикиду, андин бишо дәп атилидиған рәхт билән ичи тәрипигә әстәр қилип, бәлчидә әстәрниң егиз пәс йәрлирини түзләйду. Андин қелипкә тартип,чәм кесип михлап, чәмдоз дәп атилидиған дәрәш (бигиз) билән тилип пашнисиға йәткәндә, пашнидоз дәп әтилидиған йәнә бир хил бигиз билән тикиду. Рәхтни тикидиған вақитта дәзгир дәп атилидиған тасма билән тартип қойиду, андин аяқниң қончиға саң (бир хил яғач) чечип, муадердон дәйдиған яғач әсвап билән силиқлап, уни йәнә палпуштәк билән пәдазлап тәйяр қилиду.

Аяқ кийимләр тоғрисида тарихий материяллардиму әҗдатлиримизниң әқил парасәтлик екәнлики намайән қилинған болуп, йәнә шу Қум дәрия вадисидин тепилған қәвриләр тоғрисидики тәтқиқатларға мураҗәт қилидиған болсақ, қәвридики әр вә аялларниң аяқлири кала терисидин чәм қоюлуп, метал йиңнә ишлитип устилиқ тикилгәнлики баян қилиниду. Әрәнчә аяқ кийиминиң оң вә сол пайлири охшаш қилип тикилгән, аялчисиниң оң вә сол пайлири пәриқлиқ еди. Аяқларниң ичигә қой терисидин әстәр селинған.

Рәхтләрниң ишләпчиқирилиши һәққидә

Әҗдатлиримиз түрлүк нәпис, җулалиқ, сипта рәхтләрни ишләпчиқарған болуп, бапкарлиқ, сәргәзчилик вә бояқчилиқ техникиси йүксәк раваҗланған. Айрим айрим һалда “бапкарчи, сәргәзчи вә бояқчииниң баяни“ға қарайдиған болсақ, бир қисим һазир өзимиз йоқутуп қойған шундақла башқа милләтләрниң үлгә елишиға илһам болуп кәлгән бир қисим техникиларни байқаймиз.

Рәхт тоқуш машиниси тәгва дәп атилиду. Қомуш тили йипларни қатар тизип, һәр қомушниң йипиниң учини бир талдин елип канарә дегән ушшақ қозуқларни қатар санчип йипларниң учини таҗлап(оңшап), қозуқларға илип болғанда йоған бир калләк йип қилип уни патлап тартиду вә ун билән патлайду. Мүңгүздин ясалған бу нәрсә мока дәп атилиду.  Йипни қойидиған бир нәйчә бар, бу дәфтин дәп атилиду. Йәнә бир йип рәхтни басидиған нәйчә пика дәп атилду. Тәйяр болған хамни йөгәйдиған яғач түргә дәп атилиду. Йипни керип беридиған йәнә бир хил әсвап тий дәп атилиду, дәфтини көтирип туридиған җайи гөлә дәп атилиду. Йипниң қетини аҗритип беридиған үч парчә яғач ойнағуч дәп атилиду.

Андин рәхтләр сәргәзчигә апирип берилиду. Уларниң ишлитидиған әсваби куп вә җамдур. Хамни йәнә рәхтни зәмчигә чилап алғандин кейин калтәктә хамни йөгәп чиқип хамниң сүйини чиқириш үчүн лазим қилиду. Улар тамға бесип ақ билән қизил рәңни, көк билән ақ таки йешил билән ақ рәңләрни һасил қилиду. Улар бу хил техника билән шаһтава, чәкмәнләрни бесип чиқириду. Улар сәргәзчиликкә зәмчә, бузғун(пистә яғичи), уредан(робийә бойиқи), бәқәм(бразилийә яғичи), сап кислата вә сурмә қатарлиқ химийәвий, менирал вә тәбиий әшяларни қолланған.

Ахирида бояқчилар ишлитидиған әсваплар сәргәзчиләр ишлитидиған әсвапларға асасән охшайдиған болуп куп, җам, лекчап вә шикәчап қатарлиқлар бар. Лекин бояқичлар бир хил алаһидә тум сөсүн рәңни ишлитиду, сәргәзчиләр болса йешил, қизил, зәмбәқий (гүл самсақ рәңиги), көк , сериқ, қара, шаптул рәң, қоңур рәп қатарлиқ көп хил рәңләрни ишлитиду.

Виви Силван Кироран харабилридики тоқулма буюмлар тоғрисида язған китабида йәнә Кироран тоқумичилиқ усулиниң наһайити өзгичә болуп, бу хил техника әйни вақитта җуңго ички өлкилиридиму техи таң дәвридин бурун бу хил техникиниң қоллинилмиғанлиқи, бир дин бир мүмкинчилик оттура деңизниң шәрқидики дөләтләрдә шу заманда қолланған техникилар билән ортақлиқ барлиқини, шуңа бу хил техникиниң мәлум хил вастиләр билән Оттура Асияниң мәркизигә йетип кәлгәнликини қияс қилған. Бояқчилиқ техникисидиму туз, кислата вә өсүмлүкләр, тупрақтин елинған бәзи маддиларни қолланғанлиқини испатлиған.

Демәк алаһидә тарихий шараит, җуғрапийилик муһит вә миллий тәркип қатарлиқ шәртләр уйғур мәдәнийитиниң көп мәнбәләк болушини бәлгүлигән. Бу хил көп мәнбәләк характер диний етиқад , әхлақий чүшәнчә, тил йезиқ, әдәбият сәнәт, өрп адәт, турмуш усули қатарлиқ җәһәтләрдә рошән ипадиләнгән. Җүмлидин кийим кечәк мәдәнийитимизму ички ташқи җәһәттә кәң қобул қилиш, үзлүксиз йеңилиқ яритиштин ибарәт хусусийәткә егә болуп кәлмәктә.

Ахирида, мән Шветсийидә сақланған юртимиз тоғрилиқ тарихий , мәдәний мирасларниң уйғур мәдәнийитини, тарихини тәтқиқ қилғучи , издәнгүчи вә қизиққучиларға бу хил материялларни уларға йәткүзүш пурситигә егә болғинимдин өзүмни чәксиз бәхитлик һис қилидиғанлиқимни билдүримән.

Yardemde:  Nev Vahar