Sherqiy Türkistan Islam Jumhuriyiti armiyesining bash ministir Sabit Damollam tutqun qilinghandin kéyinki musteqilliq urushliri- USY
Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити армийәсиниң баш министир Сабит Дамоллам тутқун қилинғандин кейинки мустәқиллиқ урушлири
(1)
Муһәммәт Турсун Уйғур
Кириш сөз
Мән бу мақалидә асаслиқ биливелишимиз зөрүр болған, әмма көплигән хәлқимиз бәлким йахши билмәйдиған, баш министир Сабит Дамоллам тутқун қилинғандин кейин, Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити армийәсиниң 1934-йилидин 1937-йилиғичә төт йил җәрйанида мустәқиллиқимизни әслигә кәлтүрүш үчүн қилған урушлирини қәләмгә алдим.
Бу мақалидики тарихий җәрйанлар 1980-йиллардин башлап һазирғичә вәтинимизниң ичи-сиртида нәшр қилинған көплигән тарихий китаб, җурнал вә мақалиләрдә елан қилинип болған. Мәнму «100 мәшһур уйғур» намлиқ китабимни илгири нәшр қилинған китаблар қатарлиқ мәнбәләрдин пайдилинип йазғанидим. Әмма йезилған тарихлар айрим киши вә гуваһчилар тәрипидин айрим-айрим вә әслимә сүпитидә парчә-парчә йезилған болуп, бир пүтүн әмәс. Шуниң үчүн бу мақалини йеңидин йезип, пүтүнләп һәм қисқартип, тәқдиримизгә мунасивәтлик муһим тарихимизни йезип чиқтим.
Бу мақалини йезиш мәқситим
Мән йеқинқи 8-10 йил җәрйанида көп сандики хәлқимизниң китаб оқуш адитини йетилдүрмигәнликини, бу сәвәбтин тарихимизни йахши билмәйдиғанлиқини, тарихимизға қизиқмайдиғанлиқини байқидим. Мән шуниңдин кейин издинип, онлиған китабларда йезилған, оқушқа тоғра кәлсә бир қанчә йил вақит кетидиған тарихни қийналмай һәм зерикмәй пәқәт икки-үч са’әт ичидә қисқичә болсиму биливелиш мумкинчилики бармиду? Дәп ойландим вә бу һәқтә бир мақалә йезиш қарариға кәлдим.
Шуниңдин кейин бу мақалини бир нәччә ай җәрйанида көплигән китабтики тәқдиримизгә мунасивәтлик муһим тарихимизни рәтләп чиқип, пүтүнләп, ихчамлаштуруп йезип чиқтим. Шуниң билән биргә техиму чүшинишлик болуши һәм оқурмәнләрниң есидә қелишиға йардими болуши үчүн, 10-15 йил җәрйанида йиғип сақлаватқан бир қисим шәхисләрниң сүрәтлириниму киргүздүм.
* * * * *
1933-йили 11-айниң 12-күни дөләт атиси Сабит Дамоллам Қәшқәр шәһиридә дағдуғилиқ мурасим өткүзүп, «Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити» дөлитиниң қурулғанлиқини рәсмий җакарлайду. Дөләт исми, байриқи, герби (бәлгиси), қануни, һөкүмәт мәсуллири вә он алтә министирлиқниң министирлирини бекитип елан қилиду:
Дөләт исми: Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити.
Дөләт байриқи: ай йултузлуқ көк байрақ.
Дөләт қануни: Қуран Кәрим асас қилиниду.
Дөләт герби оттурисиға «Бисмиллаһиррәһманиррәһим» йезилған, икки баш буғдай оттурисиға елинған ай йултуз.
Һөкүмәткә сайлинидиғанлар: һәр бир адәм 16 адәмни намзат қилип көрситиш арқилиқ җумһурийәтниң рәһбәрликини сайлап чиқиду.
Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң җумһур рә’иси: Хоҗинийаз һаҗим (Қумул)
Баш вәкил (баш министир): Сабит Дамоллам Абдулбақи Камали[1] (Атуш)
Әдлийә (адаләт) министири: Зирип Қариһаҗим[2] (Қәшқәр, өзбек)
Дөләт армийәси баш қомандани: Мәхмут Муһити[3] (Турпан)
Дөләт мудапи’ә министири: Узарбәг[4] (қирғиз)
Ички ишлар министири: Йунусбәг Сәййид задә (Турпан)
Харҗи ишлар (ташқи ишлар) министири: Қасимҗан һаҗим[5] (Хотән)
Малийә министири: Ели һаҗим (Атуш)
Ма’арип министири: Абдукеримхан Мәхсум[6] (Қәшқәр)
Сәһийә министири: Аблахан (өзбек)
Әвқаф (вәқфиләр) министири: Шәмшидин дамоллам (Атуш)
Сода вә йеза игилик министири: Обул Һәсән һаҗим (Атуш)
Баш министирниң баш катипи: Муһәммидин һаҗим (Қәшқәр)
Һәрбий тәминат қисми (арқа сәп): Султанбек (өзбек)
Мәркизий қоманданлиқ иштаби: Йүсүпҗан (өзбек)
Қатарлиқ 16 адәм сайланди.
Байаннамә оқулғандин кейин баш министир Сабит Дамоллам омумий хәлққә қарап төвәндики хитабнамини оқуйду: «Әзиз миллитим, һөрмәтлик вәтәндашлирим, Аллаһ Та’алаға һәмду сана, пәйғәмбиримизгә дуруди бинаһайәт болсунки, мустәқил дөлитимиз қурулди!…»
Дөләт қурулған вақитта җумһур рә’ис Хоҗинийаз һаҗим билән баш қомандан Мәхмут Муһитилар учтурпанда иди. 1934-йили 1-айниң 12-күни Хоҗинийаз һаҗим вә Мәхмут Муһитилар икки миңға йеқин атлиқ әскири билән учтурпандин әввәл атушқа йетип келиду. Баш министир Сабит Дамоллам башлиқ һәрқайси министир вә қоманданлар атушқа берип, Хоҗинийаз һаҗим вә Мәхмут Муһитиларни дәбдәбиләр билән қарши алғандин кейин, Қәшқәр шәһиригә башлап келиду.
Хоҗинийаз һаҗимлар кәлгәндин кейин ордида мәҗлисләр ечилип, Йеңишәһәргә һуҗум қилиш қарар қилиниду. Шуниң билән Мәхмут Муһити қоманданлиқида туңган Ма Җуңйиңниң[7] Йеңишәһәрдики қомандани Маҗәнсаң қисимлириға шиддәтлик һуҗум қозғайду. Йеңишәһәр сепилигә қапсилип қалған туңганлар немә қиларини биләлмәй қалған дәл шу пәйттә, Ма Җуңйиң әвәткән 2000 кишилик йардәмчи қошун Ма Шимиң башчилиқида Қәшқәргә йетип келиду. Шуниң билән Қәшқәргә туңган йеғип кетип, Қәшқәрдә Ма Җәнсаң[8], Ма Шимиң вә Ма Шавву[9] (ма дотәй)ларниң әскири 6000 ға йетиду. Бу хил күч пәрқи Қәшқәр вәзийитини түптин өзгәртиветиду.
Давами бар…
________________________________________
[[1]] Сабит дамоллам: 1883-йили Атушта туғулған. Бүйүк ислам алими, инқилабчи вә сийасәтчи. 1930-йили Ғулҗида инқилабчи Муһәммәд Имин Буғра (1901-1965) билән учришип, Шәрқий Түркистанниң тәқдири үстидә кеңәшкән. 1931-йили дунйа вәзийитини көзитиш вә ислам дөләтлириниң йардимигә еришиш үчүн һәҗгә бериш җәрйанида бир қисим дөләтләрдики даңлиқ алимлар билән пикирләшкән. 1932-йили вәтинигә қайтип, 1933-йили Хотәндә Муһәммәд Имин Буғра билән бирликтә инқилаб қозғап ғәлибә қилған. 1933-йили 7-айниң 20-күни Муһәммәд Имин Буғраниң иниси Әмир Абдуллаһ билән бирликтә миң кишилик қошун билән Қәшқәргә киргән. «Әқидә җәвһәрлири», «Шерин калам» вә Қуран Кәримни уйғурчиға тәрҗимә қилған «рошән байан, түркий тәпсирул қуран» қатарлиқ китаблири бар. 1941-йили 58 йешида Шең Шисәйниң Үрүмчидики түрмисидә вапат болған.
[[2]] Зирип Қариһаҗим: 1872-йили Өзбекистанниң Ташкәнт шәһиридә туғулған, атақлиқ диний алим. 1934-йили 4-айниң 13-күни Сабит Дамоллам билән бирликтә қолға елинған. 1941-йили түрмидин чиққан. 1944-йили 11-айниң 12-күни Ғулҗида иккинчи қетим Шәрқий Түркистан җумһурийити қурулғанда шәри’әт мәһкимисиниң баш қазилиқиға тәйинлән’гән. 1958-йили 86 йешида Ғулҗида вапат болған. «Тәпсири зәриф» исимлик йәттә томлуқ тәпсир китаби бар.
[[3]] Мәхмут Муһити: 1887-йили Турпанда туғулған. 1932-йили Турпанда акиси Мәхсут Муһити (1885-1933) билән бирликтә хитайға қарши қозғилаң көтүргән. Акиси шеһит болғандин кейин инқилабқа рәһбәрлик қилип, кейин Хоҗинийаз һаҗим билән бирләшкән. 1945-йили 58 йешида хитайниң Бейҗиң шәһиридә сирлиқ һалда вапат болған.
[[4]] Узар бәг (узар бек): «Шинҗаң йеқинқи заман тарихида өткән шәхсләр» дегән китабта исми «Ораз бәг» дейилгән. 1933-йили советтин Қәшқәргә кәлгән. У Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити йиқилғандин кейин Улуғчат тағлириға чиқип кәткән вә шу тағларда ғайиб болған?
[[5]] Қасимҗан һаҗим: 1901-йили Хотәндә туғулған. Тиҗарәтчи вә инқилабчи. Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити йиқилғандин кейин, 1934-йили Муһәммәд Имин Буғра башчилиқидики инқилабчилар билән Һиндистанға һиҗрәт қилған. Хәлқара ислам қурултийиниң да’имий әзаси болуп, уйғурларниң мустәқиллиқ дәвасини ислам дунйасиға аңлитиш үчүн көп тиришқан. 1981-йили 80 йешида Пакистанниң Карачи шәһиридә вапат болған. Униң вапати Пакистан, Һиндистан, Мисир, Түркийә қатарлиқ дөләтләрниң гезит-җурналлирида елан қилинған вә һәққидә көплигән мәрсийә, ше’ирлар йезилған.
[[6]] Абдукеримхан Мәхсум: 1870-йили Қәшқәрдә туғулған. Диний алим, содигәр вә инқилабчи. 1934-1937-йиллири Қәшқәрниң валийси болған. 1946-йили 1-айниң 2-күни иккинчи Шәрқий Түркистан җумһурийити һөкүмити милләтчи хитай билән «11 битим» имзалап, аталмиш «шинҗаң өлкилик бирләшмә һөкүмәт» қурғанда Шәрқий Түркистан җумһурийитиниң вәкили сүпитидә бу һөкүмәтниң 25 әзасидин бири болған. 1946-йили Шәрқий Түркистан Җумһурийити һөкүмити вә хәлқниң тәлипи билән иккинчи қетим Қәшқәрниң валийси болуп сайланған. 1955-йили 85 йешида вапат болған.
[[7]] Ма Җуңйиң: 1911-йили Гәнсуниң Хеҗу (һазирқи Ниңшйа)да туғулған. Миллити туңган. Йаш вақтида йуқири дәриҗиликләр оқуйдиған һәрбий мәктәптә тәрбийәлән’гән. 17 йешида баталийон командири болған вә «гасилиң» (бала қомандан) дәп нами чиққан. Милләтчи хитай (гоминдаң)ниң 36-дивизийәсиниң қомандани болған. 1930-йили Әншидә Ма Буфаң дегән туңган билән болған урушта мәғлуп болған. 1933-йили 1-айда Мусул Муһити (1870-1941), Йолвас (1889-1971) қатарлиқ вәкилләр тәрипидин Шәрқий Түркистан инқилабиға йардәм қилиш тәклипи билән биринчи қетим, 1932-йили Хоҗинийаз һаҗимниң әлчилириниң тәклипи билән иккинчи қетим әскәрлирини елип Шәрқий Түркистанға кәлгән. Кейин барлиқ уйғур хәлқиниң бешиға бала болған. Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиму мушу Маҗуңйиңниң зәрбиси билән йиқилған. 1934-йили Совет иттипақиға чиқип кәткән, 1937-йили совет иттипақи тәрипидин өлтүрүлгән.
[[8]] Ма Җәнсаң: Гәнсулуқ туңган болуп, Ма Җуңйиңниң ишәнчлик қомандани. 25 йаш болсиму, виҗик болғачқа 15 йаштәк көрүниду. Интайин рәһимсиз, һийлигәр һәм қув. 1934-йили қошуни билән Қәшқәр шәһиридә 6000 дин артуқ хәлқни қиривәткән. Көплигән қиз-айалларға басқунчилиқ қилған, хәлқниң наһайити көп байлиқини булап-талиған. Йеңисардиму нурғун адәмни өлтүрүвәткән, қанхор қатил.
[[9]] Ма Шавву (ма дотәй): туңганларниң хәлиписи болуп, туғулған йери вә тарихи ениқ әмәс. Дин тәрғиб қилиш билән даң чиқарған болуп Қәшқәр, Йәкән, Хотән, Ақсудики туңган муритлири нәччә миңға йәткән. Дәсләп Қәшқәрниң кейин Учтурпанниң амбили (һакими) болған. 1924-йили Сийит ночи Учтурпандин Қәшқәргә маңмақчи болғанда, у Қәшқәр дотийи Җу Рүйчигә йәткүзүп беридиған бир парчә салам хетим бар, дәп Сийит ночиниң өлүм пәрманини йезип бәргән. Нәтиҗидә Сийит ночи өзиниң өлүм хетини өзи апирип бәргән вә 1924-йили 4-айниң 6-күни Қәшқәрдә етип өлтүрүлгән. Ма Шавву 1942-йили Шең Шисәйниң түрмисидә өлтүрүлгән.
*****