Rehimjan Sabirhaji
Рәһимҗан Сабирһаҗи
«Шәрқи Түркистан азадлиқ тәшкилати»ниң рәһбирий әзаси, Шәрқи Түркистан азадлиқ инқилабиниң пиланлиғучиси, Шәрқий Түркистан Җумһурийитини қурғучиларниң бири, ички ишлар министири, қошумчә һәрбий ишлар назаритиниң назири Рәһимҗан Сабирһаҗи 1906- йили Ғулҗидики чоң содигәр һәм мәрипәтлик а’илиләрдин бири болған Сабирһаҗиниң чоң оғли Нусрәт а’илисидә дунйаға кәлгән.
Сабирһаҗи Ғулҗидики Шәрқи Түркистан бойичә тонулған даңлиқ содигәр, бай вә ғоллуқ а’илә болуп, униң Нусрәт, Зәйнавудин, Әхтәмбай вә Мәсуд қатарлиқ оғуллири болған. Рәһимҗан чоң оғул Нусрәтниң оғли шундақла тарихта «үч әпәндиләр» дәп аталған әпәндиләрниң биринчиси болған Мәсуд Сабири Байқузи (1887- 1952) ниң җийәни һәм күйоғули иди.
Рәһимҗан Сабирһаҗи кичикидин башлапла шәрт — шара’ити толуқ болған Сабирһаҗилар а’илисиниң мәрипәтлик қойнида өсүп йетилгәчкә, қуйуқ милли роһ билән наһайити йахши тәрбийилән’гән.
…..
Сабир һаҗилар а’илисиниң иккинчи оғли Зәйнавудинни айали вә 22 йашлиқ оғли Ришат билән қошуп 1933- йили Ғулҗиға киргән Совет қизил әскәрлири өз қорусида етип шеһит қилиду. Сабирһаҗилар а’илисиниң үчинчи оғли Әхтәмбайниң оғуллиридин Сираҗидин, Әкбәр вә Абдуләзизләр 1937- йили Шең Шисәй (1897- 1970)ниң түрмисидә өлтүрүлиду. Рәһимҗан Сабирһаҗи болса өз а’илисиниң җүмлидин уйғур хәлқиниң бешиға кәлгән паҗи’әлик қисмәтләр билән толған заманда, йүрикиниң чоңқур қатламлирида таҗавузчиларға қарши чоңқур өчмәнлик, қан — қисас, чәксиз ғәзәп — нәпрәт билән өсүп йетилиду.
1944- йили 4- айда Ғулҗа шәһиридә таҗавузчи милләтчи хитай (гоминдаң) ға қарши мәхпий һалда «Шәрқи Түркистан азадлиқ тәшкилати» исимлик бир тәшкилат қурулиду. Бу тәшкилатни қурғучилар җәмий 12 киши болуп, Рәһимҗан Сабирһаҗиму тәшкилат қурғучи рәһбирий әзаларниң бирси иди.
Биз әмди бу тәшкилатниң ғайә — мәқсәтлири вә тәшкилат қурғучиларниң тәпсилатини билиш үчүн хитайниң Йапонийидә турушлуқ хитай пәрәз тәтқиқатчиси Ваңке тәрипидин йезилип, 2013- йили Хоңкоң (Шйаңгаң) дики хитай тил университети нәшрийати тәрипидин нәшр қилдурған «Шәрқи Түркистанниң 1930- вә 1940- йиллардики мустәқиллиқ һәрикити» дегән китабиға қисқичә көз атайли.
У бу китабида Шәрқий Түркистан туприқида 1930- йилидин 1940- йилиниң ахириғичә болған арилиқта қурулған икки қетимлиқ Шәрқий Түркистан Җумһурийәтлири үстидә тохтилип, Хитай архиплиридики материйалларға асасән, Хитай һакимийитиниң уйғурларни идарә қилишиға илмий асас йаритип бериш үчүн өзиниң дәсләпки көз қарашлирини байан қилған.
Мәзкур китабниң бәшинчи бабида «Хитайдики түркий милләт мусулман аһалисиниң Совет иттипақиниң қоллишида җиһат қилиши» дегән мавзуда байан қилинишичә, 1945- йили 9- айниң 25- күни Үрүмчидики сабиқ Америка консулханиси Америка дөләт мәҗлисигә «Шинҗаңдики топилаңниң мәқсити» дегән мавзуда ән’глизчә доклат йоллиған. Доклат «Миллий азадлиқ тәшкилати» вә «Биз немә үчүн күрәш қилимиз» дегән темиларни өз ичигә алған.
Мәзкур китабта дейилишичә, доклат асаслиқ төвәндики үч нуқтидин тәркиб тапқан.
Шәрқи Түркистан азадлиқ тәшкилати әзалири: биринчи, миллий азадлиқ тәшкилатини қурушниң сәвәби, иккинчи, миллий азадлиқ тәшкилатиниң нишани, үчинчи, кәң хәлиқ аммисиниң қатнишишини мураҗи’әт қилиш.
Доклатта тәшкилатниң қурулуш сәвәби тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән:
Биринчи, Шәрқий Түркистан бизниң ана йуртимиз. Иккинчи, бизниң қериндашлиримиз Қазақистан, Қирғизистан, Өзбекистан, Дағистандики түркий милләтләр. Үчинчи, Хитай таҗавузчилири нурғунлиған кишиләрни өлтүрүп, бу тупрақни Шинҗаң вә хитайниң ғәрбий қисми қиливалған, уларға қаршилиқ билдүрүп нурғунлиған қериндашлиримиз һайатидин айрилған. Төтинчи, 1937- йилидин башлап Шең Шисәйниң бастурушида Хоҗинийаз һаҗи (1889- 1938) вә Шәрипхан қатарлиқ миллий рәһбәрләр өлтүрүлгән. Бәшинчи, хитай истилачилири мустәмликиси Шинҗаңға Хитай вә дуңбилиқ көчмәнлирини йөткиди.
…..
Бу доклат 1945- йили 9- айниң 25- күни Америка дөләт мәҗлисигә йолланған.
Бу доклатта йәнә, мәзкур тәшкилат әзалириниң сани, исми вә уларниң салаһийити төвәндикидәк йезилған:
1- Елихан төрә (өзбек), 30 нәччә йешида Совет иттипақиниң Оттура Асийа районидин Шинҗаңға кәлгән, тәсири күчлүк диний өлима.
2- Абдукерим Аббасоп (уйғур), Совет иттипақида туғулған, 20 нәччә йешида а’илиси билән Шинҗаңға қайтип кәлгән.
3- Қасимҗан Қәмбири (уйғур), ша’ир.
4- Маһмутҗан Мәхсум (уйғур), Совет иттипақида туғулған, он нәччә йешида а’илиси билән Шинҗаңға көчүп кәлгән, зийалий.
5- Җани Йолдашуф (уйғур), Совет иттипақида туғулған, 20 нәччә йешида а’илиси билән Шинҗаңға қайтип кәлгән.
6- Рәһимҗан Сабирһаҗи (уйғур), Илидики чоң содигәр, капиталист а’илисидин.
7- Абдуруп Мәхсум (уйғур), өлима, содигәр — капиталист.
8- Салман Салиҗан (өзбек), бай, Совет иттипақида туғулған, кейин Шинҗаңға көчүп кәлгән, чоң содигәр, капиталист, земиндар.
9- Зунун Тайоф (Тейипов-уйғур). Совет иттипақида оқуған, совет пуқраси, зийалий.
Ундин башқа төвәндики кишиләрниң милләт тәвәликигә со’ал бәлгиси қойулған болуп, келип чиқиши ениқ әмәс дейилгән. Бу кишиләр:
10- Өмәрҗан (уйғур). 11- Муһимидин (уйғур). 12- Нурдин бәг (уйғур).
Йуқирқилар Ваңкениң китабидики «Шәрқи Түркистан азадлиқ тәшкилати» ға мунасивәтлик мәлуматлар.
1944- йили Или Вилайитидә хитайға қарши Шәрқи Түркистан қораллиқ инқилаби рәсмий башлиниду. 1944- йили 11- айдин башлап Рәһимҗан Сабирһаҗиниң Ғулҗа Алтишо’ар мәһәллисидики өйи Шәрқи Түркистан инқилабиниң вақитлиқ қоманданлиқ шитаби қилиниду.
Рәһимҗан Сабирһаҗиниң инқилаб мәзгилидики һәрбий унвани полковник иди.
Инқилаб қисқа вақит ичидә ғәлибә қилип 1944- йили 11- айниң 12- күни Елихан Төрәмниң рәһбәрликидә мустәқил Шәрқи Түркистан җумһурийити дөлити қурулиду.
…..
Җумһурийәт қурулғандин кейин Рәһимҗан Сабирһаҗи Шәрқи Түркистан Җумһурийитиниң ички ишлар министири болуп тәйинлиниду.
1945- йили 8- айда Шәрқи Түркистан армийиси ғәлбиси’ери илгириләп, Үрүмчигә 140 километир келидиған Манас дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға йетип кәлгән һәл қилғуч пәйттә, баштин тартип Шәрқи Түркистан инқилабини қоллиған қийапәттә көрүн’гән Совет иттипақи бирдинла оттуриға чиқип Шәрқий Түркистан һөкүмитини урушни тохтитип, милләтчи Хитай билән Үрүмчидә тинчлиқ сөһбити өткүзүшкә мәҗбурлайду. Техи йеңила қурулған Шәрқи Түркистан Җумһурийити һөкүмити амалсиз қелип, дөләт рәһбәрлиридин Рәһимҗан Сабирһаҗи, Обулхәйри Төрә вә Әхмәтҗан Қасими (1914- 1949) қатарлиқ 3 вәкилни милләтчи хитай вәкиллири билән сөһбәт өткүзүш үчүн Үрүмчигә әвәтиду.
Хитай тәрәп болса йуқири дәриҗилик әмәлдари Җаң Җиҗуң (1890- 1969) башчилиқидики вәкилләр өмикини әвәтиду. Икки тәрәп вәкиллири узунға созулған марафончә сөһбәт арқилиқ ахири 1946- йили 1- айниң 2- күни «11 маддилиқ тинчлиқ битими» гә имза қойиду.
…..
1949- йилиниң ахири Шәрқи Түркистан Җумһурийити Совет иттипақиниң бивастә йардәм қилиши билән коммунист хитай (гуңчәндаң) тәрипидин ишғал қилиниду.
Шәрқи Түркистан Җумһурийити коммунист хитайниң мустәмликисигә айланғандин кейин Рәһимҗан Сабирһаҗиниң һайатидики еғир күнләр башлиниду.
…..
1961- 1962- йили Илидики нәччә он миңлиған уйғур аһалилири Совет иттипақиға өтүп кетиду. Бу чағда назарәт астида йашаватқан Рәһимҗан Сабирһаҗи вәтинидин айрилишни рәт қилип йәнила вәтәндә қелип қалиду.
…..
У 1972- йили «Күрәш билән өзгәртиш» һәрикитидә қайта қолға елиниду.
Рәһимҗан Сабирһаҗи хитайниң түрмисидә инсан чидиғусиз қийин — қистақ, еғир бесим вә қаттиқ хорлуққа учрайду. У болупму һайатиниң ахирқи йиллири өзиниң һәм вәтининиң тәқдиригә қаттиқ ечинған һәмдә үмидсизлик ичидә йашиған.
«Шәрқи Түркистан азадлиқ тәшкилати» ниң рәһбирий әзаси, Шәрқи Түркистан азадлиқ инқилабиниң пиланлиғучиси, Шәрқий Түркистан Җумһурийитиниң қурғучилиридин бири, ички ишлар министири, қошумчә һәрбий ишлар назаритиниң назири рәһмәтлик Рәһимҗан Сабирһаҗи 1973- йили 11- айниң 21- күни хитайниң урған қаттиқ тайақлири зәрбисидә меңисигә қан чүшүп 67 йешида ечинишлиқ һалда вапат болған.
Һазир Рәһимҗан Сабирһаҗиниң Түркийиниң Конйа вилайитидә йашаватқан Чичән ханим исимлик бир қизи бар икән.
«100 Мәшһур уйғур» (2-қисим), Муһәммәт Турсун Әмәт Уйғур. 2017-йил 12-ай Истанбул нәшри.
Пайдиланған мәнбәләр
Http://www.rfa.org/uyghur/tarix-bugun/tarix-02042013082614.html .
Http://www.rfa.org/uyghur/xewerler/medeniyet-tarix/sherqiy-turkistan-05172013222831.html .
Http://uyghurstudies.org/?P=558 .
Http://bbs.izdinix.com/thread-60892-1-1.html .
Http://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/rehimjan-sabiri-sherqi-turkistan-11092010225150.html