Воскресенье, 22 декабря, 2024
Йүсүп Хас Һаҗип - Қутадғубилик

Қутадғубилик

Һазирқи Заман Уйғур Тилидики Нәсрий Йәшмиси
(Нәсрий муқәддимә)

Көйүнгүчи вә айиғучи Алланиң исми билән башлаймән.
Һәмдусана, миннәтдарлиқ вә сансиз мәдһийәләр улуғ, қудрәтлик тәңригә хастурки, у улуғлуқ игиси, түгәл қудрәтлик падишаһтур. У йәрни, көкни йаратти, җими җанлиқларға ризиқ бәрди, немини халиған болса қилди, йәнә немини халиса шуни қилиду. Алла халиғинини қилиду вә ирадиси бойичә һөкүм қилиду.
Йәнә сансиз салам вә дурут хәлқләрниң йахшиси, пәйғәмбәрләрниң талланғини, Алланиң улуғ әлчиси Муһәммәд Мустапа сәллаллау әләйһи вәсәлләмгә болсун. Һәмдә униң һәмраһлири — әзиз һөрмәтлик саһабиларға болсун.Улардин алла рази болсун.
Бу китаб бәк әзиздур. У чин һөкүмалириниң тәмсиллири билән безәлгән. Мачин өлималириниң шеъирлири билән зиннәтләнгән. Бу китабни оқуған, бу бейитларни мәлум қилған киши китабтинму йахширақ, әзизрәктур. Чин вә Мачин алимлири вә һекимлириниң һәммиси бирдәк пикиргә кәлдики, мәшриқ вилайәтлиридә, пүтүн түркистан әллиридә буғрахан тиличә, түркий сөз билән һечким, һечқачан бу китабтин йахширақ китаб йазмиған. Бу китаб қайси падишаһқа йаки қайси иқлимға йетип барса, ғайәт узлуқи, һәддидин зийадә гүзәлликидин у әлләрниң һекимлири, алимлири қобул қилип униңға һәр бири бир түрлүк ат-ләқәм қойди. Чинлиқлар «Шаһлар Әдәп Қаъидиси» дәп атиди. Мачин падишаһлиқиниң һөкүмалири «Мәмликәт Қаъидиси» дейишти. Мәшриқлиқлар «Әмирләр Зиннити» дәп атиди. Иранлиқлар «Түркий Шаһнамә» дәп аташти. Бәзилири болса «Падишаһлар Нәсиһәтнамиси» дейишти. Туранлиқлар «Қутадғубилик» дәп атайду.
Бу китабни йезип чиққучи — Баласағунда туғулған пәрһизкар киши иди. Әмма бу китабни Қәшқәр елидә тамамлап, мәшриқ падишаһи Табғач Буғрахан һузуриға сунған. Шаһ буғраханму уни һөрмәтләп, улуғлап, өзиниң хас һаҗиплиқини униңға берип тәқдирлигән иди. Шуниң үчүн Йүсүп Хас Һаҗип дәп нам шөһрити дунйаға йейилғандур.
Бу әзиз китаб төт улуғ, қиммәтлик ул үстигә бина қилинғандур: бири — адаләт; иккинчиси — дөләт; үчинчиси — әқил; төтинчиси — қанаъәт. Йәнә униң һәр биригә бир түркчә ат қойған: Адаләткә «Күнтуғди Әлиг» дәп ат берип, падишаһ орниға қойулған; Дөләткә «Айтолди» дәп ат берип, вәзир орниға қойулған. Әқилгә «Өгдүлмиш» дәп ат берип, вәзирниң оғли орниға қойулған. Қанаъәткә «Одғурмиш» дәп ат берип, вәзирниң қериндиши дәп ейтқан. Йәнә улар оттурисидики муназирә, соъал-җавабларға охшаш сөзләр сөзләнгәндур. Оқуғанларниң көңли ечилип, йазғучини әзгү дуъа билән йад қилсун дәп….

Авази:https://hearthis.at/uroman/004-nesiriy-yeshmisi-muqeddime/

Һәммиси: https://hearthis.at/uroman/set/qutadghubilik/