Qazaqistan uyghurliridin yene bir akadémik chiqti-USY
Қазақистан уйғурлиридин йәнә бир академик чиқти
2020-05-07 © https://www.rfa.org/
Явропа тәбиий пәнләр академийәсиниң академики, балилар дохтури, теббий пәнләр доктори Нурлан Әкбәров (оттурида) шагиртлири билән. 2020-йили апрел, Қазақистан.
Явропа тәбиий пәнләр академийәсиниң академики, балилар дохтури, теббий пәнләр доктори Нурлан Әкбәров (оңдин биринчи) оператсийә үстидә. 2020-Йили апрел, қазақистан.
RFA/Oyghan
Мәлумки, Оттура Асияда 1950-йиллардин кейин уйғурлар ичидин көплигән алимлар йетишип чиқишқа башлиған болуп, улар һәр хил саһәләрдә хизмәт қилған иди. Болупму вәтән сиртида уйғурлар әң көп олтурақлашқан Қазақистандин бүгүнки күнгә қәдәр йүзлигән кандидат доктор вә пән докторлири чиққан иди. Улар пәқәт өзлири туғулуп өскән, оқуған юртлиридила әмәс, бәлки башқа мәмликәтләрдиму әнә шундақ утуқларға еришкән. Көплигән алимлар өз саһәсидә йәниму үнүмлүк ишләп, зор нәтиҗиләргә еришкән һәмдә юқири дәриҗидики унванларға муйәссәр болған һәм һазирму шундақ чоң утуқларға йәтмәктә.
Қазақистандики җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң 6-майдики санида берилгән мәлуматларға қариғанда, Қазақистанниң сақлиқни сақлаш саһәсигә салмақлиқ һәссә қошуп келиватқан балилар дохтури, теббий пәнлириниң доктори Нурлан Әкбәровқа Явропа тәбиий пәнләр академийәсиниң академики унвани берилгән.
Биз Алмута шәһиридики балилар ташқи кесәлләр бөлүми вə балилар кесили илмий мәркизиниң балилар оператсийәси бөлүминиң башлиқи Нурлан Әкбәров әпәнди билән алақиләштуқ. У радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң мундақ утуққа йәткинини биринчи нөвәттә өзи туғулуп өскән һәм дәсләпки билим вә тәрбийә алған юртиға бағлиқ икәнликини оттуриға қойди. У мундақ деди: «йезиниң тәрбийәси һеч қачан шәһәрниң тәрбийисигә охшимайду. Шуниң үчүн мән биринчидин мушу йезамға рәһмәт ейтимән. Әң асасий яхши тәрбийә елиш. Бир чәттин ата-анилар, бир чәттин юрт тәрбийәләйду. Билим елиш яшқа қаримайду. Һәр қандақ яшта билим елишқа болиду. Яхши тәрбийә болса һәр вақитта билим елишқа болиду. Адәм балиси даим өзлүкидин билим елиши, интилиши керәк. Бир йол тутқандикин, шуниңға даим тиришиши керәк. Дадимиз рәһмәтлик һәр қачан бизгә мундақ дәйтти: ‹Бизниң йезидин чиққан көп алимлар бар. Улар қандақ қилип шундақ дәриҗигә йәтти?’ дадимиз һеч қачан муну ишни ишлисәң, ахчини җиқрақ таписән, мунуни қилсаң, башқичә йол таписән, демигән иди. Һәр қачан бизгә ‹билим елиш керәк,» дәйтти.»
Нурлан Әкбәров кичик чеғида дадиси вә у билидиған зиялий кишиләрниң вәсийити билән билим елип, дәсләптә намзатлиқ, андин докторлуқ илмий ишини тамамлиғанлиқини, шуниңдин кейин өзиниң бир тәрәптин ишләп, йәнә бир тәрәптин, илмий иш билән шуғулланғанлиқини билдүрди. У йәнә өзиниң даим иҗадий иш билән бәнд болуп, көп йеңилиқлар яратқанлиқини, буниңда болупму Явропалиқ, Америкалиқ алимлар билән учришип, уларниң қаттиқ тәсири болғанлиқини тәкитлиди.
Радийомиз зияритини қобул қилған йеза игилики пәнлириниң доктори, Қазақистан «екологийә» хәлқ академийәсиниң академики Мәһәммәтҗан Абдуллайев әпәнди Нурлан Әкбәровниң илим-пәнгә сиңдүргән әмгики үчүн академик унваниға муйәссәр болғанлиқини қизғин тәбрикләп, мундақ деди: «илимдә академик болуш-өз ишиға берилгән алим дегән сөз. Нурлан Әкбәров йезидики уйғур мәктипини әла баһаларда пүттүргән. 1976-Йили Алмута дөләт теббий институтиға оқушқа чүшиду. 1983-йили институтни пүттүргәндин кейин, Алмута вилайәтлик чоң ағриқханиға балилар хирурги болуп орунлишиду. Тинмай издинишниң арқисида әң мурәккәп оператсийәләрни әмәлгә ашуруп кәлмәктә. Бүгүнки күндә Нурлан Әкбәров 200 дин ошуқ илмий әмгәкниң муәллипи. Нурлан Әкбәров Америкада чиқидиған ‹педиатрийә’, йәни «балилар кесәлликлири илми» җурналиниң тәһрир һәйәтлирини бири.»
Нурлан Әкбәров 1959-йили Алмута вилайитиниң уйғур наһийәсигә қарашлиқ Кәтмән йезисида дуняға кәлгән. У 1997-йили намзадлиқ, 2007-йили докторлуқ диссертатсийәсини утуқлуқ яқлап, көплигән илмий әмгәкләрни яратқан. Нурлан Әкбәров 2007-йилдин буян Америкадики Синсиннати балилар дохтурханиси теббий мәркизиниң пәхрий профессори. У йәнә Қазақистан, Таҗикистан вə Америка Қошма Штатлириниң балилар кесәлликлири илми вə хироргийә журналлириниң тәһрират коллектипиниң әзаси.
Абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң чоң оқутқучиси, тилшунаслиқ бойичә кандидат доктор Халминәм Мәсимова ханим зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: «йеқинда юртимиздин йәнә бир академикниң чиқиши биз үчүн чоң вә күтүлмигән хушаллиқ болди. Нурлан ака Әкбәров ана тилида оқуп, өзиниң ата-анилириниң, пүткүл юртдашлириниң ишәнчисини ақлиған талантлиқ, тиришчан алим вә дохтур. У өзиниң билими вә алаһидә тиришчанлиқи билән бүгүнки күндә пәқәт Қазақистандила әмәс, бәлки елимизниң сиртидиму кәң тонулған алим. Нурлан ака мушу күнгичә өзиниң ана юртидин қол үзмәй, хәлқимизгә, елимизгә мунасип хизмәт қилидиған яшларни тәрбийиләшкә алаһидә көңүл бөлүп келиватқан акилиримизниң бири. Әслидә бизниң юртни алимлар юрти дәйдикән. Буниңму өз сәвәби бар, дәп ойлаймән. Атап ейтсақ Ярмуһәммәт Мубарәков, Мәһәммәтҗан Абдуллайев, Туғлуқҗан Талипов, Валерий Мәхпиров, Камалдин Мәнсуров вә шуниңға охшаш башқиму яш алимлар Кәтмән юртиниңла әмәс, бәлки пүткүл Қазақистан уйғурлириниң пәхри десәм, артуқ ейтқан болмаймән.»
Халминәм Мәсимова буниңдин ташқири Кәтмән йезисидин әдәбият, сәнәт вә башқиму саһәләрдин йетилип чиққан һәм Қазақистанға тонулған шәхсләрниңму бар болуп, уларниң келәчәк әвладларниң миллий ғурурини ойғитишта муһим рол ойнаватқанлиқини билдүрди.
Игилишимизчә, Нурлан Әкбәровниң юқири дәриҗилик мутәхәссис икәнлики, илим-пәнгә қошқан төһписи алаһидә тәкитлинип, бир қатар мукапатлар билән тәқдирләнгән икән. Қазақистанниң «Илһам», «Хәлқ қәһримани» мукапатлири, «Оберт Кох» вә «Александр-3» намидики орден вә медаллар, «Саламәтликни сақлаш саһәсиниң әлачиси», «Әң яхши хадим», «Әң яхши алим» қатарлиқ нишанлар вә башқилар шулар җүмлисидиндур.