Среда, 20 ноября, 2024
АммибабТарихУйғурлар

Nebijan Tursun

20 Әсир уйғур тарихи қисмәтлири һәққидики бирқанчә соъалларға җаваблар

Йоллиғучи: Академийә вақти: апрел 08, 2021 орни: тарихтин тамчә

Нәбиҗан Турсун (тарих пәнлири доктори)

Йеқинқи бирқанчә күн ичидә иҗтимаъий таратқулардин фейсбок һесабимда 1947-йили 9-айниң 10-күни Сталинниң сийасий биросиниң мәхпий түрдә Шәрқий Түркистан армийәсини қайтидин қоралландуруш қарариға кәлгәнликигә аъит мәхпий архип һөҗҗитидики мәзмунларни, йәни китабимдики мәзмунлардин парчиларни елан қилип қойғандин кейин нурғун достларда қизиқиш пәйда болди вә телефон уруп йаки башқа шәкилләр билән бирқатар соъаллар соралди. Бәзилиригә торда җаваб бәргәнидим. Булар һәммиси тез йазма җаваб болуп, соъалларға нисбәтән шу вақитниң өзидила ойлиғанлиримдур. Буларниң бирқисмини пайдилиниш үчүн шу вақитта немини йезип җавап бәргән болсам уни һечқандақ өзгәртмәй йаки қоймай, буларни рәтләп, имлалирини түзүтип қойдум. Болмиса булар тордин йуйулуп кетиши мумкин.
Бүйүк шаъиримиз, мән әң һөрмәт қилидиған устаз, мән 1980-1990-йилларда бир қанчә қетим мәхсус маңа қилған үмид сөзлирини вә лексийәсини аңлиған Абдуреһим Өткүр әпәндимниң қизи; тиришчан тәтқиқатчи Нәвбаһар ханимниң соъали: 1937-йили Қәшқәргә қонған бу айропиланму Русийәниң икән. Шу чағдики уруштиму Русийәниң қоли бармиду? Китабиңизни оқуватимән, оқурмәнләр оқуғансери нурғун сирларни йешип бәргиниңизни һес қилидикән.

Нәвбаһар ханимниң соъалиға җавабим:
Шундақ Нәвбаһар, бар, 1937-йили Совет айропиланлири, Совет танкилири уйғур қозғилаңчилири вә туңганларни бастурушта ишлитилгән, әмма 1945-йилидин Советлар әксичә өз айропиланлири вә зәмбирәк, минамйотлирини хитайларни йоқитишқа ишләтти. Әң ахирида охшашла һәммини қошуп йәнә шу коммунист хитайға тәқдим қилди. 1949-1950-йили болса Сталинниң айропиланлири хитай қошунлирини уйғурлар вәтини-Шәрқий Түркистанға тошуп кәлди.
Америкида 20 йилдин буйан мән билән пикирдаш вә мусапирдаш болуп йашаватқан, бүйүк уйғур милләтпәрвәрлири, өз пулини вәтән вә милләткә сәрп қилишниң үлгиси Мусабайоплар җәмәтиниң әвлади Нури Мусабайниң соъали вә инкаси; гәрчә Совет заманида йәни 1970 ниң ахири вә 1980 ниң оттурилирида Совет иттипақида йетәрлик шаһмат тахтиси паъалийәтчилири вә «вәтән қутқузуш» намидики әскәр болсиму, Афғанистанға кириштин илгири Советниң Түркийәгә әлчи әвәтиши мәлум истратегийәлик пилани вә дунйа характерлик шаһмат тахтисилиқниң қоллишини қолға кәлтүрүш вә 1940 йиллардәк йәнә бир түркүм ш т лиқниң Советқа қарши тәрәптә турмаслиқни сақлашни нишан қилған болуши мумкин. Қандақла болсун 3- қетим чоң шаһмат тахтисида йәнә бир қетим чоң ойнилиш пурсити кәткән икән

Нури Мусабайниң бирқанчә соъалиға җавабим;
Йаман йери Москва шу вақитта иккинчи қетим йәнә бир қетим қоралландурушни қарар қилип, қоралларниң һәммисини толуқ йәткүзгүчә хәлқъара вәзийәт өзгирип, қалғанлирини бәрмәй, Қорғас әтрапиға бесип қойған. Иккинчи қетим йәнә шу 2-домдики генерални әвәтип, бу қетим Қорғаста турғузуп һәммә ишларни назарәт қилған. Қайтидин мәслиһәтчилирини әвәтип, асаслиқи өзбекләрни, әшу бәргән қоралларниң ишлитилишини назарәт қилған. Москва Қорғасқа йиғивалған барлиқ қорал-йарақ оқ-дорилирини Лйу Шавчи 1949-йили 6-8-айларда Москваға барғанда хитай компартийәсигә беридиғанлиқини вәдә қилған. Манас дәрйаси бойидики миллий армийәмиз йәнила 3 полктин көпийәлмиди вә һәр бир милтиққа 200 пай оқ, бир еғир пилимотқа 3 миң пай оқ билән қалған. Қолида бар 36 данә чоң кичик зәмбирәклириниң оқиму аз иди. Җәңчиләрниң мутләқ көп қисми милтиқ билән қалди. Әмма бу вақитта хитай армийәси Намда 100 миң, әмәлийәттә Манас линийәсигә 40-50 миң әтрапида қошун турғузувалди, қораллири наһайити хил, оқ-дорилириму көп иди. Улар атлиқ вә пийадә қисимлар, атлиқлар асаслиқи Ма Чеңшйаң туңган вә салар қораллиқ күчлири. Миллий армийә арқа тәрипидә Қорғас чеграсиниң у тәрипидә Совет иттипақи Түркистан һәрбий райониниң танка вә зәмбирәкләр билән қоралланған қошуни һәр вақит миллий армийәниң Сталинниң буйруқини аңлимай, һуҗум қилиш хәвпигә һәйвә қилип турди. Миллий армийә, йәни Әхмәтҗан Қасими теги-тәктидин алғанда 15-20 миң әтрапидики мунтизим, сақчи вә хәлқ пидаъийлириға (бу вақитта қошун азлап кәткән) тайинип, қоллиридики азғина оқ-дора, начар қораллар билән 100 миң кишилик хитай қошуниға һуҗум қилиш, йәнә арқа тәрипидин Совет қизил армийәсиниң һуҗум қилиш еһтималлиқи билән вәзийәтни күтүшкә мәҗбур болғаниди.
Әслидә 1947-йили 9-10-айда пүтүн Шәрқий Түркистанда қайта уруш партлаш вәзийити шәкилләнгән. Әмма улар хитайниң йардимигә еришкән Осман батур исйанини бастуруш биләнла чәкләнди. Совет тәрәп хитайлар мушу пурсәттин пайдилинип, Илиға һуҗум қилиши мумкин дәп қариған, шуңа қоралларни беришни қарар қилған. Лекин хитайлар Осман батурни селип қойуп шуниң қоли билән Ғулҗа һөкүмитини йоқитиш тактикиси қолланғаниди. Әслидә 1947-йили 9-10-ай пүтүн Шәрқий Түркистанда миллий армийәниң иккинчи қетимлиқ һуҗумға өтидиған пурсити кәлгәниди. Әхмәтҗан Қасими нутқида биз немишқа Манас чәграмизда тохтап қалдуқ? Әслидә бирақла алға қарап кетишимиз мумкин иди. Әмма буниңға хәлқъара вәзийәт вә шараъит йол қоймиди дәйду. У дегәнлик Совет иттипақи йол қоймиди дегәнлик иди. Москва пәқәт Османни қоғлап чиқиришқа йардәмләшти тамам. Бу һәқтә « Шәрқий Түркистан җумһурийити омумий тарихи»ниң 10-томида тәпсилий тохтилимән, 9-10-томларда 1946-7-айдин 1949-йили 8-айғичә болған ишлар әң тәпсилий йоритилиду, җавабларни шу йәрдин тәпсилий тапалайсиз.

Нури Мусабайниң соъали:
1947- йили вәзийәт шу қәдәр мурәккәпләшкән икән, үч әпәнди җәнубқа йөткилип җәнубтин иккинчи бир уруш фронтини ачқан болса, вәзийәт башқичә болаттикәнтуқ.
Худди Корейәдәк шимал Советпәрәс бир һөкүмәт, җәнуб ингилиз пәрәс бир һөкүмәт. Үрүмчи вә шәрқ хитайниң қолида қалған үчкә бөлүнгән бир вәзийәт болуп қалар иди.
Бу һәқтә Абдуреһим Ғени қатарлиқларму инкас қошди. Нури Мусабайниң вә ағәни һәм башқиларниң Әйса әпәндим вә уларниң 1970-йиллардики Совет иттипақи билән учришиши вә Афғанистан һәм Шәрқий Түркистан мәсилиси һәққидики сөзлиригә:

Җавабим:
Әлвәттә Совет иттипақиниң 1970-йилиниң ахирида Әйса әпәндим билән көрүшүши һәммә ишни у кишигә бағлиғанлиқи әмәс. Советлар Шәрқий Түркистан ишини қайта қозғиса өзидики сабиқ ш т җ ниң адәмлиридин пайдилиниду. Әйса әпәндини зийарәт қилиш, уйғурлар арисидики бирликни һасил қилиштин ибарәттур. Лекин, 1979-йили әгәр Хитай Афғанистанға ашкара йардәм берип, ашкара һәрикәткә өтсә, уйғуристанни Афғанистандики Советкә қарши чоң базиға айландурса, Москва бир иш қилиши мумкин иди. Хитай Ветнамға һуҗум қилип киргәндә Москва пүтүн армийәсини Моңғулийә, Қазақистан, Қирғизистан чегралириға топлап һәйвә көрсәтти. Лекин Хитай Америка билән дипломатийәлик мунасивәт орнитивалғанлиқи һәм Америка билән иттипақдашлиқ йолиға маңғанлиқи үчүн Совет иттипақи алдирап Хитайға қол салмайтти. Шундақ болсиму, Москва әгәр хитай Совет иттипақиға қарши рәсмий һәрикәткә өтүп, Афғанистандин Советләрни қоғлап чиқириш үчүн һәрбий күч ишләткән болса, Москва <шинҗаң қәрти> ни қайта ойнап, һәрикәт қозғиши мумкин иди. Буниң үчүн тәййарлиқ қилди.
1980-Йили уйғурлардин 2-мусулман баталйонини қуруп җиддий тәййарлиди. Буларни уйғурлар дийариға киргүзүш пилани бойичә тәййарлиғаниди. 500 Дин артуқ уйғур җәңчиси Алмута әтрапида бир йил қаттиқ мәшиқ қилди, буларни «спетсназ» дәймиз, йәни алаһидә қисим болуп, уларниң Шәрқий Түркистанға кирсә бир җайни тез ишғал қилиш вә дүшмәнниң әҗәллик йәрлигә һуҗум қилиш вә бузуш күчигә игә иди. Алмутада уйғурлардинму сийасий күч тәшкилләнди, бурунқи ш т җ ниң офитсерлири, сийасий рәһбәрлири йиғилди. Әпсуски, Хитай пәқәт Советләрни тиллап қойуш билән Афғанистанға мәхпий аз йардәмләрни берипла ашкара һәрикәткә өтмиди. Хитай дөт әмәс иди. Чүнки униң аҗиз нуқтиси болған уйғуристандин әндишә қилатти, шу вақитта «Шинҗаңға һәммә апәт Совет шйуҗуңҗуйичилиридин келиду» дегән лозунка көтүрүлди. Хитай 1970-йилларда 100-200 миң уйғурни вә қазақни, қирғизни «миңбиң» дәп қоралландуруп, һәрбий ишларни өгәтти. Бизниң Учтурпандиму кәм дегәндә 7-8 миң қораллиқ миңбиң бар иди, лекин бичарә уйғурлар йәнила Совет шуҗуңҗуйичилириға қарши күрәш шоъари билән каллиси йуйулған болғачқа, шу пети қалди.
Әлвәттә, уйғурларниң вәзийити Совет-Хитай мунасивәтлиридики өзгиришкә бағлиқ, хәлқъара вәзийәткә бағлиқ болди. 1920-йиллардин башлап шу әһвал давамлашти. Совет-Хитай мунасивәтлири душмәнликкә өзгәргәндә уйғурларни Москва қоллайду, Хитай йумшап дост болғанда Хитайни қоллайду. Уйғурларниң тәқдири мана шу геъо-сийасий ойунлардин қурулған «чоң шаһмат тахтиси» дә пичка болди халас. Мән 2004-йили «чоң шаһмат тахтисидики қисмәтләр» намлиқ узун бир мақалә елан қилғанидим. Буниңда 19-әсирдин башланған уйғур шаһмат тахтиси һәққидә әтраплиқ чүшәнчә бәргән, һазир оқусиңизму йәнила вақти өткән әмәстур.

Нури Мусабайоп қатарлиқларниң үч әпәнди һәққидики соъалиға җаваб:
Үч әпәндим, бу вақитта (1947-йиллири) хитайларниң ойуниға дәсситилди. Җаңкәйши вә Җаңҗиҗоң қатарлиқ хитай сеһиргәрлири өлкиниң рәъис, баш катиплиқ, тәмират назирилиқ һоқуқини уларға, малийә һоқуқини Әхмәтҗан Қасимиға җан – җәһли билән өчмән саватсиз қазақ ақсақили Җанимқанға тутқузуп, уларниң «чини түркистан» арзуси бойичә Совет иттипақиға қарши, русларға қарши, туркчилик тәшвиқатлирини күчәйтип тәшвиқ қилишиға сәһнә һазирлап бәрди. Түркчиликкә җан -җәһли билән өч хитайлар мана әмди өзлири бу тәшвиқат үчүн сорун йаритип бәргәниди. Хитайлар буниң билән Сталинниң, Советләрниң уйғурларға ишәнмәслик, уйғурларниң өзигә қарши бир қанитидин, йәни әгәр уйғурлар мустәқил дөләт болса өзигә зийан салидиған зор бир күчниң барлиқини туйдурди. Өзиниң арқа һойлисидин әнсирәйдиған, бу җайда өзигә қарши һәрқандақ күчниң мәвҗут болушини йоқитидиған Москваниң көз алдида әшәддий Совет дүшмәнлири уйғурлар пәйда болди. Шуңа Москва баштин ахири үч әпәндини елип ташлашни, Мәсъуд әпәндини елип ташлашни тәләп қилди.

1948-йили 12-айниң ахирида Җаң Кәйши компартийәниң һуҗумидин сақлиниш үчүн компартийә билән йаришиш сийасити бәлгилигәндә қайтидин Сталинниң икки тәрәп арисида васитичи болушини тәләп қилди һәм буниң үчүн Мәсъуд әпәндини вә Әйса әпәндини орнидин елип ташлиди. Униң орниға Совет бихәтәрлик хадими татар Бурһан Шәһидини қойуп Сталинни хуш қилди. Мана бу сийасий ойунларда уйғурлар өзимиз артис болуп реҗиссорлар тәрипидин ойнитилдуқ. Әлвәттә, вәтән азадлиқи үчүн үч әпәнди бу вақитта Америка башлиқ ғәрб чәмбирики астида болушни үмид қилди, чүнки хитай һәм ғәрб чәмбирики ичидә иди. Или-Шәрқий Түркистан җумһурийити болса Совет чәмбирики ичидә болди, чүнки у Москваниң қораллири, йардәмлиригә тайинатти. Бирақ үч әпәндиниң қолида һечқандақ күч, база, армийә йоқ иди. Уларни хитайлар халиса еливетәтти, халиса һоқуққа қойатти. Уларниң әскәр тәййарлиғудәк, қошун қурғидәк һали йоқ иди, пәқәт сийасий йол билән хитайларға тайинип туруп, улардин сөзлишиш йоли билән йүксәк мухтарийәт елиш вә әң ахирида пурсәт кәлгәндә мустәқил болуш ғайиси бар иди.
Әгәр баштила улар Әхмәтҗан Қасими қатарлиқларни «русларниң ғалчиси» дәп тиллимай, или инқилабчилири билән һәммини ташлап иттипақлашса, тоғра бир сийасий тактика қолланса, вәзийәт башқичә болар иди. Немишқидур, үч әпәндим вә Или тәрәп арисидики бу бирлик болмаслиқ ахирқи һесабта уйғур хәлқигә омумий зийан болди дейишкә болиду. Бүгүнки адәмләр әнә шу тарихни тәкрарлимаслиқи керәк. Һазирму өзъара бөлиниш, бир-биридин айрилиш, бир-бирини әйибләш, аччиқ қисмәтләрдин сават алмаслиқ хаһишлири мәвҗут. Шуңа үч әпәндим Қәшқәр қатарлиқ җәнубта 1947-1949-йиллири өзлириниң 10 даниму әскирини қуралмиди, дүшмән билән җәң қилишни билмигәнлики үчүн ахирида 6-7 данә хитай әскири пүтүн бир топ адәмниң алдини тосувелип, уларниң даһийлирини тутувалидиған паҗиъә келип чиқти.
Қазақистанлиқ тарихчи Марат Йусимофниң үч әпәнди вә җәнубта һакимийәт қуруш мәсилиси һәққидә Қәшқәр-Йәкән әтраплардики җәңләргә Совет иттипақи Өзбекистандин қошун киргәнлики һәққидики русчә чүшәндүрүшлиригә инкас вә җавабим:

Мениң җавабим:
Рәхмәт Марат әпәнди, рәһмәт, бу җәнуби Шәрқий Түркистандики қораллиқ күрәш 1945-йили 8-айдин таки 1946-йили 6-айниң ахириғичә давамлашти, җәнубтики бу ишларға 10 миңдәк адәм қатнашти. Бу, зор вәқә, мән «Шәрқий Түркистан Җумһурийити омумий тарихи» ниң 7- 8 томлирида бу һәрикәтләр һәққидә 200 бәт йаздим. Ташқорғандин башланған күрәш Ғоламхан Қоқанбайеф, Әбәйдулла Мәхсумниң башчилиқида Қәшқәр йөнилишидә, йәни 3 фронт бойичә һуҗумға өтти, уларниң баш штаби Чилгүмбәздә болди. Үч йөнилиш Булуңкөл Ойтағ — Опал Қәшқәр йоъинилиши, иккинчи йөнилиш Егизйар, Сөгәт Йеңисар вә Қәшқәргә һуҗумум қилиш йөнилиши, йәнә бир йөнилиш Йәкән йөнилиши. Лекин асаслиқ нишан Қәшқәр болди. Қошунлар 1945-йили 9-айниң 17-күни Ойтағ, Опал, Ташмилиқ әтраплирини игилиди. Йеңисарға йүргән қошун Егизйар, Қизилтағ, Ақбашмазарларни елип Сөгәттә тохтап қалди, Йеңисарни алалмиди.
Йәкән йөнилишидики аз сандикиләр Кусрапни игилиди. Лекин 1945-йили 10-айдики тинчлиқ сөһбити сәвәбидин пүтүн миллий армийә уруш тохтитип, Советтин кәлгәнләр қораллирини елип чиқип кәткәндә җәнубтики қошунларниң баш қомандани Ғоламхан Төрә Қоққанбайәф, Әбәйдулла Мәхсум вә башқа совәтлик өзбек, уйғур, қирғизлар һәммисини қораллирини елип кәтти. Кейин бу күрәш йәнила давамлишип Қағилиқ, Поскамларни алди. Әмма 1946-йили 12-13- ийун күнлири 3 бригадиға йәткән бу қошун тарқитилди вә хитайлар улардин қаттиқ өч алди. Сидиқхан төрә қатарлиқлар Илиға, Таһирбәк, Карваншаһ, Мадайоф қатарлиқлар Таҗикистан вә Қирғизистанға қечип қутулди. Әмма җәнубтики 6-10 миңдәк қорал ташлиған бу адәмләр хитайлар тәрипидин бирмубир өч елишқа учриди. Һашимахаъун, Турди Қарибаг, Әнҗанбай, Қасимташ, Һәсәнһаҗи, Турсун вә башқа уйғур қоманданлар, бригада вә полк командирлири хитайлар тәрипидин йоқ қилинди. Чүнки улар Советкә қачмиғаниди.

Марат Йусимоф әпәндиниң сөзи:
Рәһмәт Нәбиҗан әпәнди. Исһақбек Муниновниңму қилған ишлири бар. Бу адәм 30-чи йилларни Шәрқий Түркистанға қарши чиққан Шең Дубән тәрипидә турған.

Марат әпәндимгә җавабим:
Шундақ, Марат әпәнди, Исһақбекниң һайат сирлири бизгә асасән айдиң, лекин ахирида хитай компартийәсигә шәртсиз қошулушқа қарши чиққан. У Әхмәтҗан Қасими билән бу җәһәттә охшаш пикирдә, әмма Исһақбекниң 1943-1944-йиллири Иссиқ-Ата-Нарин әтрапидики буйгу вә батир әтритини тәшкил қилишиға Қирғизистан алий Совети башлиқи Төрәбай Қулатоф вә компартийә секритари Вагофниң арқида туруп иш қилишқа йетәкчилик қилған. Ташкәнт вә Мурғабтики әтрәтләргә Өзбекистан секритари Осман Йүсүпоф игә болған. Буларниң баш қарари Москвадин Сталин, Берийа, Молотоф, кейинрәк Абакумоф вә Круглоф, ахирида йәнә Федотофларниң арилишишида болатти. Ш т җ рәһбәрлириниң Москва билән зич һәмкарлиқта вә алақидә болғанлиқи раст. Мәйли Әлихан Төрәм болсун, мәйли Әхмәт әпәнди болсун вә Исһақбәк болсун һәммиси охшаш. Әйни вақитта Шәрқий Түркистанға йардәм беримән, мустәқиллиққа, азадлиқиңларға йардәм беримән дәп оттуриға чиққан бирдинбир дөләт Совет иттипақи иди.
Совет иттипақидин башқа һечқандақ дөләт Шәрқий Түркистан миллий азадлиқ һәрикитигә йардәм бәрмиди. Түркийә болса өзиниң җенини аран қутулдурди, ғәрб дөләтлири болса Совет иттипақи билән рәқиб иди. Шуңа бизниң рәһбәрлиримиз амалсиз Москваға, Сталинға үмид бағлиғаниди. Әлвәттә һеч йардәмсиз һалда Хитай армийәси билән җәң қилиш қийин иди. Болуму 1945-йили 9-айдин кейин Йапон уруш ахирлишип пүтүн Хитай армийәс бикар болди, Җаң Кәйши зор қошун йөткимәкчи, 200 дин артуқ айропиланни ишқа салмақчи болди, Сталин Йалтада еришкән мәнпәъәтлири капаләткә игә болуп, хитайлар билән шәртнамә түзгәндин кейин әмди Шәрқий Түркистанға йардәм бериш вә қоллаш тактикисини өзгәртип уни тинчлиқ битимигә зорлиди. Лекин ш т җ ни бирақла бикар қилдуривәтмиди, Сталинниң сийаситиниң толуқ өзгириши 1949-йили 1-айдин башлап йүз бәрди вә 1949-йили 5-айда атлантик окйан әһди тәшкилати қурулуп, ғәрбиң өзигә қарши қудрәтлик иттипақи шәкилләнгәндә, униңға гоминдаңни йоқатқан коммунистик хитай пайдилиқ болди. Бу униң Америкиға, ғәрбкә қарши иттипақи үчүн зор күч иди.
Шуңа Сталин уйғурлар дийарини компартийәгә беришни бу җайда Америкиниң тәсири астида мустәқил бир дөләт, болупму униң җәнубта қурулуп қелишини тосуш үчүн шундақ қилишни таллиди. Бу вақитта Сталин үчүн компартийә тосалғусиз «шинҗаңни игилиши», һечкимниң униңға қарши чиқмаслиқи керәк иди. Һечкимниңму компартийәдин артуқ тәләп қилиши, қалаймиқанчилиқ чиқириши керәк әмәс иди. Шуңа униңға Әхмәтҗан Қасими вә Исһақбек керәк болмиди вә Сталинниң мәшһур сөзи бойичә «адәм йоқ, мәсилә йоқ» бойичә иш көрүлди. Мән 13 томлуқ «уйғур омумий тарихи» ниң қисимлиридики «Шәрқий Түркистан Җумһурийити омумий тарихи» ниң 4-5- томлири, йәни «омуми уйғур тарихи» ниң 10-томиниң ахирида вә 11-томида дәл ашу мәсилиләрни байан қилимән.

2021‏-Йили 4-‏айниң 8‏-куни
Әскәртиш: Уйғур академийиси тор бетидики йазмилар апторниң өзиниң көз-қаришиға вәкиллик қилиду. Тор бетимиздики йазмиларни мәнбәсини әскәрткән һалда көчүрүп кәң тарқитишқа болиду.

©

https://www.akademiye.org/ug/?p=162000&fbclid=IwAR1KIKOU645nUTL-wpghNNJUB4rdpgpHBRONVvCy5GPeENcyo-4-TI5v5_A