Mirsultan Osman-usy
йолланған вақит : 2013 — йили 12 — айниң 02- күни 05:02 | аптор : А . Т. Мурад | мәнбә : хәлқ тори
Мирсултан Осман 1929 — йили 7 — айниң 31 — күни Қазақистан җумһурийитиниң Яркәнт шәһири Ақкәнт йезисида Хотән қарақашлиқ Азнибақи аилисидә дуняға кәлгән. 1932- йили атиси билән биллә Ғулҗа шәһиригә қайтип келип шу йәрдә оқуған вә 1943- йили Или билим юртини пүттүргән. Ғулҗида үч вилайәт инқилаби партлиғандин кейин, үч вилайәт инқилаби яшлар тәшкилати оргинида катип вә орган журнилида корректор болуп ишлигән. 1951- йили Бейҗиңға берип мәркизий милләтләр институти аз санлиқ милләт кадирлирини йетиштүрүш курсида билим оқуған. Мирсултан Осман бир йилдин артуқ билим ашурғандин кейин, мәркизий милләтләр институтиға оқутқучилиққа елип қелинған вә хәнзу оқуғучиларға уйғур тилидин дәрс бәргән (1952- йили Ли Җиңвей, Чен Зоңҗен, Җин Шияңйи, Лу Биңроң, Гав Шиҗе… қатарлиқларға уйғур тилидин дәрс бәргән). У әнә шу йиллардин башлап ана тилини чоңқурлап өгиниш вә тәтқиқ қилишни башлиған. 1957- йили Шинҗаңға қайтип кәлгән вә 1965- йилиғичә Шинҗаң универстетида оқутқучи болған, 1965- йили Ш У А Р милләтләр тил-йезиқ хизмити комитетиға йөткәлгән вә 1979- йилиғичә шу йәрдә хизмәт қилған. 1979- йили 11- айда Ш У А Р иҗтимаий пәнләр академийиси тил тәтқиқат орни қурулғанда, мәзкур орунға тәқсим қилинған вә 1989- йилиғичә мәзкур орунда хизмәт қилған. 1989-йилидин башлап 1997- йили дәм елишқа чиққучә Ш У А Р милләтләр тил- йезиқ хизмити комитетида хизмәт қилған.
Алим өзиниң ана тил ишқи билән янған оттәк қизғинлиқи билән 1950- йиллириниң кейинки йеримидики ашу җапалиқ шараит дәврдин башлап, бовимиз Мәһмуд Кашғәри изидин меңип уйғур тили далалирини, йеза-қишлақлирини айлинип тәкшүрүшкә башлиған. У уйғур тили байлиқини тәкшүрүш үчүн 1955- йили Қәшқәр шәһәр ичи, Опал йезиси, Пәйзиват наһийисидә; 1956-, 1957- йиллири Хотән вилайитиниң Гума, Қарақаш, Елчи, Лоп, Чира, Ния, Керийә наһийилиридә тил тәкшүргән. Тил тәкшүрүш материяллири қелин төт хатиригә йезилған болуп, әйни вақитта җуңго иҗтимаий пәнләр академийиси милләтләр тәтқиқат орниға тапшуруп берилгән. 1960- йили 5- айдин 10- айғичә Лопнур наһийисиниң Мирсали, Күзләк, Тикәнлик (һазирқи деһқанчилиқ 2- девизийиси 34- полк турушлуқ орун) йезилирида, Чақилиқ наһийисиниң Мирән йезиси вә Йеңисуда тил тәкшүргән. 1962- йили уйғур әдәбий тилиниң тәләппуз мәсилисини мәркәз қилип Турпанниң Астанә йезиси вә Үрүмчидә тил тәкшүргән. 1965- йили уйғур әдәбий тилиниң имла луғитини түзүштә бәзи мәсилиләрни ениқлаш йүзисидин Қәшқәр шәһәр ичи вә Хотән Елчида тил тәкшүргән. 1967- йилидики қазақ тилини тәкшүрүш хизмитидә Или, Алтай районида йетәкчи болуп тил материяллирини хатирилигән һәмдә қазақ тилини тәкшүрүш материяллирини әйни вақитта Или областлиқ милләтләр тил-йезиқ хизмити комитетиға тапшуруп бәргән.
1979- йили Ш У А Р иҗтимаий пәнләр академийиси тил тәтқиқат орниға хизмәткә чүшкән. 1980- йили «Дивану луғатит түрк»ни нәшргә тәйярлаш мунасивити билән бәзи лексикилиқ мәсилиләрни ениқлаш вә Мәһмуд Кашғәриниң мәқбәрисини издәш үчүн Атуш, Қәшқәр Конашәһәр вә Йеңиһесар наһийилиридә тәкшүрүштә болған. 1986- йили уйғур тили диалектлириниң чегрисини айриш бойичә Атуш, Йәкән, Қағилиқ, Мәкит, Йопуға, Маралбеши, Кәлпин, Ақсу, Кучар наһийилиридики тил тәкшүрүшкә қатнашқан. 1986- йили Хотәнниң Лаңру кәнтидә тил тәкшүрүштә болған. 1988- йили Пичан наһийисиниң Диғар, Лүкчүн йезилирида тил тәкшүргән. 1989- йили Қағилиқ наһийисиниң Пахпу йезисида тил тәкшүргән. 1996- йили 5- айдин 7- айғичә Қумул вилайитиниң Төмүрти, Аққаш (Даңсиң) қатарлиқ җайлирида тил тәкшүрүш хизмитигә кәспий йетәкчи болуп қатнашқан. 1987- йили тәтқиқатчи (алий дәриҗә) унваниға еришкән. 1988- йили аптоном район дәриҗилик гәвдилик төһпә қошқан мунәввәр мутәхәссис болуп баһаланған. 1989- йилидин 1994- йилиғичә Ш У А Р бойичә мунәввәр мутәхәссисләрни баһалаш гурупписиниң әзаси болуп ишлигән. 1991-, 1992- йили Қағилиқ наһийисидә тил тәкшүргән. 1991- йили «Дөләт дәриҗилик төһпә қошқан мунәввәр мутәхәссис» болуп баһалинип, алаһидә тәминаттин бәһримән болған. 2005- йили Қәшқәрдә ечилған «Мәһмуд Кашғәри тәвәллутиниң 1000 йиллиқини хатириләш мәмликәтлик илмий муһакимә йиғини»да «Диван» тәтқиқатида төһпикар алим болуп мукапатланған.
Алим бир өмүр тиришип үгиниш, тәтқиқ қилиш арқилиқ Орқун-Йенисәй (түрк- роник) йезиқи, қәдимки уйғур тил- йезиқи, Чағатай уйғур тил-йезиқлирини үгәнгән вә мошу йезиқлардики классик язмиларни тәтқиқ қилған. Яш вақитлиридин тартипла тил үгинишкә әһмийәт бәргәнликтин, хәнзу, парс, қазақ, түрк тиллиридин бималал пайдилиналайдиған сәвийә йәткән.
1964- йили тилшунас Нәсрулла Йолболди билән бирлишип язған үч қисимлиқ «һазирқи заман уйғур тили» намлиқ китаби йеңи йезиқта нәшр қилинип тарқитилған.
1977- йилидин 1984- йилиғичә «Дивану луғатит түрк»ни һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилип нәшргә тәйярлаш хизмитигә қатнашқан вә икки томиниң муһәррирликини ишлигән. «уйғурчә- хәнзучә луғәт»ниң Шинҗаң хәлқ нәшрияти нәшр қилған йеңи йезиқ нусхисини тәкшүрүп бекитиш хизмитини ишлигән. 1984-, 1988-, 1997- йиллири «һазирқи заман уйғур әдәбий тилиниң имла луғити», «һазирқи заман уйғур әдәбий тилиниң тәләппуз луғити», «һазирқи заман уйғур әдәбий тилиниң тәләппуз вә имла луғити» (баш түзгүчи)ни түзүшкә қатнашқан вә мәсул муһәррирликини ишлигән. «һазирқи заман уйғур әдәбий тилиниң тәләппуз вә имла луғити» Ш У А Р бойичә иҗтимаий пән тәтқиқат әсәрлирини баһалашта 2- дәриҗилик мукапатқа еришкән. 1991- йили тилшунас, түрколог Мәтреһим Сайит билән бирлишип түзгән «қисқичә тилшунаслиқ луғити» Шинҗаң хәлқ нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған. У асаслиқ күч болуп ишлигән «һазирқи заман уйғур тилидики тиниш бәлгилири вә уларниң қоллинилиши» намлиқ китаб 1991- йили Шинҗаң хәлқ нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған. 1988- , 1989- йиллири «һазирқи заман уйғур әдәбий тилиниң акустикилиқ тәтқиқати» дигән китабни түзүшкә қатнашқан. Бу китаб 1993- йили Шинҗаң хәлқ нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған. 2002- йилидин 2006- йилиғичә «уйғурчә-хәнзучә чоң луғәт»ни түзүш хизмитигә қатнишип ғәлибилик тамамлап нәшрдин чиқарған. 1990- йили алимниң «һазирқи заман уйғур тили диалектлири» намлиқ китаби Шинҗаң яшлар-өсмүрләр нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған. Китаб уйғур тили диалекитлири үстидә елип берилған әтраплиқ тәтқиқатниң мәһсули болуп, «һазирқи заман уйғур тили диалетктлирини бөлүшниң тоғра өлчими, шу өлчәм бойичә уйғур тили диалекитлириниң бөлүнүши (җүмлидин асасий җуғрапийилик чәк-чегриси), һәр бир диалектниң, хусусән һазирқи заман уйғур әдәбий тилиниң асасий диалекти болған мәркизий диалектниң муһим алаһидиликлири, уларниң әдәбий тил билән болған ичкий бағлиниши, һәр бир диалектқа тәвә шевиләр вә башқа алақидар мәсилиләр җанлиқ, типик материяллар билән бир қәдәр тәпсилий баян қилинған». Бу китаб бизниң уйғур тили диалектлирини үгинишимиздә йетәкчи материял һесаблиниду. Бу китаб 1990- йили Ш У А Р бойичә пәлсәпә-иҗтимаий пән тәтқиқат нәтиҗилирини баһалашта 2- дәриҗилик мукапатқа еришти. 1997- йили Шинҗаң пән-техника сәһийә нәширияти «һазирқи заман уйғур тилиниң Қумул шевиси» намлиқ китабни нәшр қилди. Бу китаб, алимниң мушәққәтлик әмгикиниң мәһсули болуп, Қумул вилайәтлик қәдимки әсәрләр ишханисидикиләр валий мәһкимигә доклат йоллап тәстиқлитиши арқисида, улар алимни тәклиб қилип бир гуруппа қурған, бу гуруппа алимниң кәспий йетәкчиликидә 1996- йили 5- айниң 17- күнидин 7- айниң 1- күнигичә тәкшүрүштә болған. Бу гуруппа алимниң йетәкчилики вә биваситә қол селип ишлиши нәтиҗисидә «Қумул шевисиниң һәқиқәтән мәркизий диалект райони ичидә алаһидә әһмийәтлик бир шевә икәнликини, әдәбий тилни бейитишта наһайити муһим рол ойнайдиғанлиқини көрсәтти», шундақла «бу саһәдики муһим бир бошлуқни толдурди». Бу әсәр Маловниң мушу һәқтики китабидин кейинки дәвр бөлгүч әһмийәткә игә муһим вә мәхсус әсәр һесаблиниду. 1999- йили Шинҗаң университети нәшрияти «һазирқи заман уйғур тилиниң Лопнур диалекти» намлиқ китабиниң қисқартилған хәнзучә нәшрини нәшр қилип тарқатти. Бу китаб алимниң 1961- йили Лоп районида елип барған алтә айлиқ тәкшүрүш матирияллиридин қолида сақлинип қалғанлири вә кейинки тәтқиқатлирини асас қилип йезип чиқип, Лопнур диалектиниң пүтүн алаһидиликини йорутуп бәргән. Бу Лопнур диалектиниң пүтүн әһвалини йорутушта мөлчәрлигүсиз әһмийәткә игә илмий әсәр һесаблиниду. 2006- йили бу әсәрниң толуқ нусхиси Шинҗаң яшлар-өсмүрләр нәшрияти тәрипидин уйғурчә нәшр қилинип оқурмәнләр билән йүз көрүшти. Бу илмий әсәрниң йәнә бир муһим алаһидилики шуки, униңға Лопнур диалектини йорутуп беридиған мол тарихий қиммәткә игә еғиз иҗадийити әсәрлири, хәлқара трансикрипсийә билән әслий тәләппузи бойичә елан қилинған. Бу китаб Лопнур диалектини чүшиништила әмәс, бәлки Лопнур хәлқ еғиз әдәбиятини, бу әл еғиз әдәбияти арқилиқ лоплуқлар вә Лопнур хәлқини чүшиништә интайин зор қиммәткә игә. 2004- йили Шинҗаң хәлқ нәшрияти алимниң «һазирқи заман уйғур тилиниң Хотән диалекти» намлиқ китабини нәшр қилип тарқатти. Бу китаб алимниң 1956- йили 9- айдин 1957- йили 3- айғичә болған тил тәкшүрүш давамида игилигән материяллиридин өзидә сақлинип қалғанлирини асас, кейинки тәкшүрүштә еришкән матирияллирини қошумчә пайдилиниш материяли қилип йезип чиққан. Алим йәнә Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тил тәтқиқат орни түзгән «һазирқи заман уйғур тилиниң диалект-шевилири луғити» намлиқ китабқа илмий йетәкчилик қилған һәмдә луғәтниң тәһрирликини қилған. 2008- йили Шинҗаң хәлқ нәшрияти нәшр қилиш алдида турған «Түркий тиллар дивани»ниң уйғурчә йеңи, мукәммәл нусхисини түзитип бекитишкә йетәкчилик қилған. У һазир йәнә Ш У А Р милләтләр тил-йезиқи хизмити комитети тәшкиллигән аптоном районниң алаһидә тәтқиқат темиси «орқун абидилири сөзлүки»ниң кәспий йетәкчиси болуп ишләватиду. Алимниң юқириқи китаблардин башқа, нурғунлиған юқири илмий қиммәткә игә мақалилири бар. Булардин «9- әсир оттура түркий тил ядикарлиқлиридики ї һәрипи вә у ипадә қилған тавуш тоғрисида мулаһизә» («уйғур тили мәсилилири» 1984- йили уйғурчә нәшри), «һазирқи заман уйғур тилиниң Лопнур диалекти» («түркий тиллар тәтқиқати (2)», милләтләр нәшрияти 1983- йили уйғурчә нәшри), «Чағатай тили тоғрисидики бәзи қарашлиримиз» (мәрһум устаз Хәмит Төмүр билән бирлишип язған, «Шинҗаң универстети илмий жорнили», 1993- йили 1- сан), «Мәһмуд Кашғәриниң юрти, һаяти вә қәбриси тоғрисида» (устаз тилшунас Ибраһим Мутий билән бирлишип язған, «Тарим» журнили 1984- йиллиқ 3- сан, «Мәһмуд Кашғәри» намлиқ китаб, русчә журнал «Совет түркологийиси» вә Қазақистанда чиқидиған «Уйғур тили мәсилилири»дә елан қилинған), «Мәһмуд Кашғәри вә у ‹Дивану луғатит түрк›дә баян қилған әдәбий тил һәққидә» («Мәһмуд Кашғәри» намлиқ топлам 1985- йили Қәшқәр уйғур нәшрияти нәшри), «Қутадғубилик›тә ипадиләнгән әдәбий тил тоғрисида» (Хәмит Төмүр, Аминә Ғаппарлар билән бирлишип язған. «Шинҗаң иҗтимаий пәнләр тәтқиқати» журнили 1997-йили 2-, 3- сан), «һазирқи заман уйғур тилидики рәвишләр тоғрисида» («тил вә тәрҗимә» журнили 1993- йили 2- сан), «Қутадғубилик›тә ғу // гү қошумчилири арқилиқ ясалған исимдашларниң қоллинилиши» («тил вә тәрҗимә» журнили 2005- йиллиқ 4- сан), «Қағилиқ наһийисиниң Пахпу шевиси тоғрисида» (тилшунас Аминә Ғаппар билән бирлишип язған, «тил вә тәрҗимә» 1990- йили 3- сан), «һазирқи заман уйғур тилидики тәқлид сөзләр тоғрисида»… қатарлиқ нәччә он мақалисини мисал қилиш мүмкин. Мирсултан Осман йәнә «Җаһаннәма» (Аязбек Қушчиниң дастани, 1985- йили нәшри), «уйғур шивилири сөзлүки» (Ғулам Ғопури түзгән) … қатарлиқ китабларниң мәсул муһәррирликини ишләш билән биллә, Чағатай уйғур йезиқидики бир қисим әсәрләрни нәшргә тәйярлап елан қилдурған.
Юқириқилардин башқа, алим йәнә нурғун шагиртларни тәрбийилигән болуп, улар мәмликәтниң һәрқайси җайлирида уйғур тили тәтқиқатиниң ғоллуқ күчлиридин болуп төһпә қошмақта.