Mesum ependi we uning Istanbuldiki oqush hayati
Уйғур йеңи маарип һәрикитиниң байрақдари Мәсум әпәнди вә униң Истанбулдики оқуш һаяти
Берлиндин обзорчимиз Абләт Сәмәт тәйярлиди
2024.05.29
Түркийәлик түрк оқутқчи Әһмәд Камал (алдинқи рәт оттуридики бурутлуқ киши) Атушта тәсис қилған «дарилмуәллимин иттиһад» мәктипиниң оқутқчи-оқуғучилири билән биллә. 1914-Йили, Атуш.
Всеобщее состояние
Мәсум әпәндиниң Истанбулға кәлгән вақти, пүткүл осман империйәси «усули қәдим» вә «усули җәдид» тин ибарәт кона вә йеңи икки хил мапари түзүминиң күр әшлиригә сәһнә болуватқан бир вақитлар еди. Бу вақитта осман империйәси һөкүмити анчә халап кәтмисиму Явропаниң тәсирини аста-аста қобул қилишқа мәҗбур болуватқан, әмма мапари түзүлмисидә йәнила «усули қәдим ниң» тәсирини сақлап қелишқа күчиниң йетишичә урунуватқан бир әһвалда еди. Йәнә бир тәрәптин, күндин-күнгә зорийиватқан «яш түрклэр» ниң ислаһат шоарлириму һәммила тәрәптин аңлинип туратти. Қиримда нәшир қилиниватқан «Тәрҗүман» гезити билән усули җәдид тәшәббусчилири оттуриға қойған маарип ислаһатиниң ахирқи нишани, «Қара деңиздин Тай сепилиғичә тарқалған т үркий хәлиқләр арисида ортақ бир түркий әдәбий тили бәрпа қилиш” еди. Һалбуки, бу бүйүк арзуни әмәлгә ашуруш унчилик асас әмәс, йәнә келип униңға тосалғусиз йетидиған бир қолай йолни тепишму мумкин әмәстәк көрүнмәктә .
Толун ай чиққан мәзгилдики бүйүк чамлиҗа җамисиниң көрүнүши. 2022-йили 7-ноябир, Стамбул, Түркийә.AP Photo/Emrah Gurel
Шу вақитқа мунасивәтлик ахбарат в архип материаллириға қариғанда, Исмаил Гаспирали тәрипидин нәшир қилинған «тәрҗүман» гезити вә униңға бесилған мақалә-язмиларниң бәзи вақитларда п үтүн осман империйәси тәвәликидә чәкләнгәнлики, һәтта Ғаспирали әпәндиниң гезит язмилири сәвәблик бир қетим осман империйәсиниң Санкитпетербургқа турушлуқ баш әлчиси ага һландурулғанлиқи мәлум. 1902-йили 11-айға кәлгәндә, «тәрҗүман» гезити осман империйәси тәвәсидә пүтүнләй чәкләнгән.
Мәсум әпәндидин бурун Стамбулға келип оқушқа киргән бир қанчилиған Шәрқий Түркистанлиқ оқуғ училарниң һәммиси дегүдәк «усули қәдим» дин тәлим эливатқанлар еди. Буларниң ичидә Ғулҗадин кәлгән, өзини «хитайдики мусулманларниң вәкили» орниға қоювалған Абдуләзиз Ғулҗалиға охшаш диндар кишилрму бар еди. Бу сәвәбләр түпәйлидин Ғаспиралиниң йенида тәлим алған Мәсум әпәндиниң дәсләпки йиллириниң у қәдәр асан өтмигәнликини пәрәз қилиш мумкин.
Ундақта, Мәсум әпәнди Стамбулда немә и шларни қилған? У илгири-ахир болуп Стамбулда қанчә йил турған?
Уйғур маарип тарихи билән мунасивәтлик бир йүрүш илмий әсәрләрниң муәллипи Ялқун Розиниң “уйғур йеңи маарип һәрикити қандақ башланған?” сәрләвһәлик мақалисидә, Мәсум әпәндиниң осман империйәсиниң маарип назири Җәлалиддин әпәндигә бир парчә илтимас йезип оқушқа кириш арзусини ипадилигәнлики йезилған. Мәктупниң давамида Җәлалиддин әпәндиниң униң бу илтимасини султанлиқ баш катипиға йәткүзүп, Мәсум әпәндиниң бир “дарилмуәллимин” гә яки империйә тәвәсидики алий мәктәпләрдин бири “мәктәби мүлкийә” гә қобул қилинишини өтүнгәнлики баян қилинған. Һалбуки, мәзкур мақалидә мәнбә йетәрсизлики сәвәбидин Мәсум әпәндиниң юқириқи мәктәпкә қобул қилинған яки қилинмиғанлиқи, униң қачан Шәрқий Түркистанға қайтқанлиқи һәққидә бир қисим илмий пәрәзлиринила оттуриға қоюш билән купайиләнгән.Түркийәдә “баш министирлик осман империйиси архипи”да сақлиниватқан Мәсум әпәндиниң импературлуқ султаниға миннәтдарлиқ билдүрүп язған хети.(Y. PRK. AZJ. 50 / 33)
Мәсуд Сабириниң “юртимизниң тәҗәддуд тарихи” намлиқ доклатида баян қилинишичә, Мәсум әпәнди Истанбулға келипла ака-ука Мусабайофларға хәт йезип, Истанбулға йәнә бир түркүм оқуғучи әвәтишни тәләп қилиду. У өзигә охшаш 40-50 яшлардики бир кишиниң тиришчанлиқи биләнла пүтүн Шәрқий Түркистанниң йеңи маарип еһтияҗини қамдашниң мумкин әмәсликини тәсәввур қилғаниди. Буниң нәтиҗисидә ака-ука Мусабайофлар алди билән җийәни Абдулқадир әпәндини Истанбулға йоллайду. Узақ өтмәй йәнә 6 нәпәр оқуғучини Истанбулға әвәтиду. Шуниң билән қисқа вақит ичидә Истанбулда оқуйдиған уйғур оқуғучиларниң сани 10 ға йетиду. Мәсум әпәнди өзиниң оқуш ишлири билән бир вақитта йәнә шәрқий түркистандин кәлгән оқуғучиларниң Истанбулда мәктәпкә орунлишиш вә башқа мунасивәтлик ишлириға ярдәмлишиду.
Бу темида диққитимизни чәккән йәнә бир мәнбә, осман империйәси архипида сақланған Мәсум әпәндиниң йәнә бир парчә мәктупидур. Бу мәктуп 1904-йили 11-ноябир күни Мәсум әпәндиниң намида йезилип, ахириға униң шәхси тамғиси бесилған. Мәзкур мәктупта шу йили Һүсәйин Мусабайоф билән Бавудун Мусабайоф тәрипидин Истанбулға оқушқа әвәтилгән Абдулқадир әпәнди, Мәсуд әпәнди, Ибраһим әпәнди вә Муһәммәд Сәйид қатарлиқ төт нәпәр Шәрқий Түркистанлиқ яшниң “һәмидийә мәктипи” намидики сода мәктипигә қобул қилинғанлиқиға миннәтдарлиқ билдүрүлгән. Бу мәктупта Мәсум әпәнди өзини “ғулҗа мәктәби һәмиди-һүсәйини” ниң мудири, шундақла “мәрҗан мәктәби мүлкийәи шаһанәләридә оқушини давамлаштуруватқан” дәп тонуштурған.
Бу мәктупниң мәзмунидин биз Мәсум әпәндиниң 1902-йили 9-айда осман империйәси маарип назириға сунған илтимасиниң тәстиқлинип, “мәктәби мүлкийә” гә қобул қилинғанлиқидин хәвәрдар болимиз. Бу мәктәп осман империйәси тәвәсидә Явропа маарипи системисиниң тәсиридә қурулған алий илим мәркәзлиридин бири болуп, заманивилаштуруш ишлириға керәклик илғар пикирлик һәм ихтисаслиқ кишиләрни йетиштүрүш мәқситидә қурулғаниди. Бу мәктәптә җуғрапийә, иқтисад, сиясәт, һесабат, хәлқаралиқ қанун дәрслири өтүләтти. Бу мәктәпни пүттүргән оқуғучилар һөкүмәтниң юқири дәриҗилик орунлирида хизмәткә қоюлатти. Мәзкур мәктәп 1936-йили Әнқәрәгә көчүрүлгән вә һазирқи Әнқәрә университети тил-тарих вә җуғрапийә факултетиға өзгәртилгән. 1858-йили қурулған мәзкур мәктәп Мәсум әпәнди Истанбулға кәлгән шу йилларда әң гүлләнгән дәврни баштин көчүрмәктә еди. Арқа тәрәптики қәвәтлик бина болса “мәктәби мүлкийә-и шаһанә” ниң Истанбулдики бинасиниң әсли һалити.
Һәр йили 9-айда оқуш башлайдиған бу мәктәпниң оқуш муддити 5 йиллиқ болуп, дәсләпки 3 йилда оттура дәриҗилик дәрсләр вә кейинки 2 йилда кәспий дәрсләр оқутулған. Бу дегәнлик, 1902-йили оқушқа киргән Мәсум әпәнди 1907-йили язда оқуш пүттүргән дегәнлик болатти. Оренбургда нәшир қилинидиған “вақит” гезитиниң 1906-йили 22-авғусттики сани вә Ташкәнттә мәшһур маарипчи Мунәввәр қари тәрипидин нәшир қилинған “хуршид” гезитиниң шу йили 19-сентәбирдики санлириға бесилған охшаш бир хәвәрдә “чини түркистани мусулманлиридин бу тәрәптә мәшһур содигәрләр Һүсәйин вә Бавудун Мусабайофлар бу йил‚ Ғулҗа‛шәһиридә бир йетимхана ачтилар. Һазир 25 йетим бала қобул қилинди. Келәр йилиму 25 бала қобул қилиниду. Бу йетимхана һәм мәктәп болуп, исламшунаслиқ, санаәт, деһқанчилиқ, сода билимлири өгитиду. Хитай, моңғул вә рус тиллириму өгитилиду. Муәллимләрдин бири Муһәммәд Мәсум әпәнди, у зат Ғулҗаға әмди келиду. Өзи бу ғәйрәт игисиниң һиммити билән 7-8 йилдин бери Истанбулда оқуватқан иди”.
Бу мәктәпниң “йетимләр мәктипи” намида ечилиши “усули қәдим” ни җан җәһли билән тәшәббус қиливатқан мутәәссип қәдимийәтчи күчләрниң “усули җәдид” нами билән ашкара бир мәктәп ечишқа йол қоймайватқанлиқини чүшәндүрәтти. 1907-йили бу мәктәптә 25 йетим қиз вә 25 йетим оғул бала оқуш пүттүриду. Һазирғичә мәлум болған ишәнчлик мәнбәләрни тәпсилий селиштуруп тәһлил қилидиған болсақ, шу вақитқичә ака-ука Мусабайоф қериндашлар вә башқа мәрипәтпәрвәр кишиләр һәр йили дегүдәк мәктәп ечишқа интилип баққан болсиму лекин охшаш сәвәбләр түпәйлидин бу мәктәпләрниң бир нәччә ай ичидила тақилип қалғанлиқини билимиз. Буни аз дегәндәк татаристандин алаһидә тәклип қилинған оқутқучиларму еғир бесимларға бәрдашлиқ берәлмәй, бир нәччә ай дәрс өтүпла юртиға қайтип кетидиған ишлар давамлиқ йүз берип турған. Бу қийинчилиқни һәл қилиш үчүн “вақит” гезитидә мәхсус елан қилинған мақалиләрму анчә нәтиҗә бәрмигән.
-1908 йилиға кәлгәндила әһвалда чоң өзгириш болуп, он же Мусабайофлар көлиму чоңрақ бир «усули җәдид» мәктипи ечишқа мувәппәқ болиду. Бу хушхәвәр «вақит» гезитиниң 1908-йиллиқ 1-май санида елан қилинған. Арқидин 14 мая күнидики санида тәкрар бесилип мундақ дейилгән: «Шүкүрлэр болсун! Бу йилларда Мусабайофлар‚ «усули җәдид» мәктипи ечип, маһир муәллимләр кәлтүрдиләр; Балиларни низам вә тәртип билән оқутушқа башлидилар; Шагиртлар арисида чирайлиқ язидиғанлар вә тоғра Қуръан оқуғучилар йетишкә башлиди. Моллиларға вә башқиларға ибрәт болсун!»
Биз бу хушхәвэрниң мәзмуни билән Мәсум әпәндиниң оқуш пүттүрүш вақтини бирләштүрүп тәһлил қилсақ, униң 1907-йили 7-айдин Стамбулда оқуш әндин Ғул җаға қайтқанлиқини җәзмләштүрәләймиз.
Қисқиси, Муһәммәд Мәсум әпәнди, 19-әсирниң әң ахирқи йиллирида ака-ука Мусабайофларниң қоллиши вә иқтисадий ярдими билән Шәрқий Түркистанниң Ғулҗа шәһирид ә қурулған тунҗи усули җәдид мәктипигә оқутқучи болған; 1900-йили Қиримға берип җәдидчилик һәрикитиниң байрақдари Исмаил Гаспирали билән көрүшкән вә у йәрдики усули-җәдид мәктипидә тәһсил алған; 1902-йилидин кейин осман империйәсиниң пайтәхти Истанбулда мунтизим алий мәктәп тәрбийәси алған тунҗи әвлад уйғур маарипчисидур. Униң қолида усули җәдид метуди билән тәрбийәләнгән оқуғучитель йәниму чоңқур билим элиш үчүн, 20-әсирниң башлиа Осман империйәсиниң пайтәхти Истанбулға ән, ә уйғур йеңи маарип һәрикитиниң таянч күчлиригә айланған еди.
*** Бу обзордики қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду.
Мәнбәси:
https://www.rfa.org/uyghur/mulahize/mesum-istanbul-05242024094558.html