Воскресенье, 22 декабря, 2024
Абләт КамаловТарих

Meriyem Paltushéwa (Mesimowa)

Йәттисуниң дәсләпки мәрипәтчилириниң бири

ХХ әсирниң бешида Россиядики инқилавий һәрикәт хәлиқниң сәясий, ихтисадий вә иҗтимаий һаятини түп-асасидин өзгәртишни мәхсәт қилди. Униңда “аяллар мәсилисини” һәл қилишқа, йәни аял кишиниң җәмийәттики тәңһоқуқсизлиқ әһвалини йоқ қилишқа алаһидә диққәт ағдурулди. Аял кишини аилидә әр кишиниң һоқуқлири билән тәңшәш, некадики мәсилиләрдә адаләтсизликләрни йоқ қилиш, охшаш айлиқ маашни капаләтләндүрүш, аял вә балини һимайә қилишни тәминләшкә бағлиқ декретлар кеңәш һакимийитиниң дәсләпки айлиридила қобул қилинди. Болупму, аяллар мәсилиси сабиқ империяниң мусулманлар яшайдиған өлкилиридә наһайити җиддий турди. Кеңәш Шәрқиниң аяллар тарихини тәтқиқ қилиш титуллиқ милләтләрниң җәмийитидики аяллар әһвалини қараштуруш биләнла чәкләнгән. Йәттису уйғурлири арисидики өзгиришләргә анчә диққәт ағдурулмиди. Кеңәш уйғурлириниң тарихи бойичә моҗут тәтқиқатларда кеңәш тарихиниң кейинки басқучлирида җәмийәтлик паалийәтниң һәрхил саһалирида муваппәқийәт қазанған аялларниң мисалида кеңәш һакимийити қол йәткүзгән утуқлар тәкитләнгән. Бизниң һекайимиз Йәттисуниң жирақтики уйғур йезилириниң биридә яшиған аддий аял һәққидә болмақ. У аялларниң җәмийәттики әһвалини түп-асасидин өзгәртишкә қаритилған паалийәткә актив арилашқан. Бу мурәккәп тәғдир егиси – падиша заманида Йәттисуда туғулған, инқилап дәврини бешидин кәчүргән, 1930 жиллири Ғулҗа өлкисигә көчүп кетип, кейинирәк кеңәш гражданлирини репатриацияләш дәвридә 1950 – 1960-жиллири кеңәш Қазақстаниға қайтип кәлгән Мәрийәм Палтушевадур.
Мәрийәм Палтушева һаятиниң вә паалийитиниң асасий басқучлирини сақлинип қалған “Қисқичә тарихим” намлиқ автобиографияси түпәйли әслигә кәлтүрүш мүмкин болди. У өзиниң өмүр йолини 12 бәтлик оқуғучиларниң адәттики йоллуқ дәптиригә әрәп йезиғида уйғур тилида 1965-жили 9-декабрь күни йезип қалдурған. Әсәр шу тәрипи билән қизиқарлиқки, у ХХ әсирниң бешида Йәттисудики уйғур җәмийитидики иҗтимаий өзгиришләрни, болупму аяллар әһвалини ярқин әкис әттүргән.
Мәрийәм Палтушева (Мәсимова) 1902-жили 22-июньда Ғалҗат йезисида йәрсиз ялланма деханниң аилисидә дунияға кәлгән. У сәккиз йешида мәктәпкә берип, алтә синипни тамамлиған. Кейинирәк муәллимләрни тәйярлайдиған бир жиллиқ курсни пүтирип, андин бирнәччә мәртә икки айлиқ қисқа қәрәллик педагоглар курсидин өткән. 1912-жили у он яшқа кәлгәндә, атиси Шерип Разақоғли дуниядин өтиду. У аниси Җамбанә-ханимниң (Ғоҗамқул қизи) қолида қалиду. Шу дәвирдә қизларни наһайити әтигән турмушқа берәтти: 1917-жили Мәрийәмни турмушқа бәргәндә, у бари-йоқи он бәш яшта еди. Мәрийәмниң тәржимиһалида йезилишичә, у турмушқа чиқип, йошурун түрдә мәктәпкә берип жүрүп, уни тамамлиған.
1929-жилниң Йәттисудики уйғур йезилирини инспекция қилиш тоғрилиқ һесаватта тәкитлинишичә, байларниң мәвқәси наһайити күчлүк болған. Мәктәпләрниң асасий қисми 2-3 жиллиқ болған вә улар асасән байларниң балилири билим алидиған йәттә жиллиқ мәктәпләрдин кәскин пәриқлинәтти. Уйғур аяллириниң әһвали тоғрилиқ һесаватта мундақ дейилгән: «уйғур аяллири өзбәк аяллиридин пәрәнҗә киймәслиги биләнла пәриқлиниду, аяллар иҗтимаий һаятқа җәлип қилинмиған, уларни бәзилирила партиягә яки комсомолға әза». Мәрийәм билим алған мәктәптә устазлар асасән татарлар еди. У Санийәм, Зухра, Шакирәм исимлиқ татар муәллимләрниң исимлиринила атайду. Мәктәптә география, тарих, тәрбийә, шундақла дин бойичә пәнләр оқутулатти. Нәзәрғоҗа Абдусемәтовниң ейтишичә, 1905-жилғичә Ғалҗат йезисида пәқәт бирла мәктәп болған, лекин кейинирәк яшлар йеңи усуллуқ мәктәпни ечиш тәшәббусини көтәрди. Көп өтмәй, бу мәктәп кона мәктәп тәрәпдарлириниң тәливи бойичә йепилди. Буниңдин ташқири мошу вақитта рус мәктиви тәсис қилинди. 1910-жилға қәдәр Ғалҗат йезисида төрт мәктәп ишләшкә башлиди: атап ейтқанда, бир кона усулда, икки йеңи усулда вә бир рус тилида оқутидиған мәктәпләр паалийәт елип барди. Мәрийәм йеңи усулда билим беридиған мәктәпләрниң биридә оқуған болуши мүмкин.
Мәрийәмниң аилә қуруши Йәттисуда кеңәш һакимийити орниған пәйткә тоғра кәлди. У шу заман аһалиниң савитини ечиш вә аялларниң барлиқ җәһәттин тәңһоқуқлуқ болуши бойичә ишқа киришип кәтти. Аялларни саватсизлиқтин қутулуш бойичә курсларға жәлип қилиш – униң мәзкүр паалийитидики дәсләпки иши болди. Молут ейида қуръан оқушқа бағлиқ уюштурулған аяллар учришишлирида Мәрийәм башқа активистлар билән биллә тәрғибат вә тәшвиқат ишлирини жүргүзди. Нәтиҗидә униң курслириға 30-40 аял йезилди. Әйнә шундақ башқошушларниң биридә оқулған “Азатлиқ шеири” намлиқ шеирниң төвәндики мисралири Мәрийәмниң ядида қалиду:
Ач-ач көзүңни һурийәт заман,
Оқуңлар инқилап көңүлни бағлап.
Дәвләтни яқлап һурийәт заман,
Аччиқ җәмийәт артсун мәдәнийәт,
Яшисун дәвләт һурийәт заман.
Уйғур җәмийитидә аялларниң эмансипациягә қарши туруш һәрикити Рус Түркстаниниң башқа қисимлиридикигә қариғанда анчә җиддий болмиди. Мәрийәмниң йолдишиниң аилиси униң турмушқа чиққандин кейинму оқушини давамлаштурушиға қарши болмиди, әпсус, кейинирәк жәмийәтлик паалийитигә тосалғулуқлар пәйда болушқа башлиди. Мәрийәмниң нәқ молут ейида аяллар билән болған учришиши аилисидә чоң маҗраниң чиқишиға елип кәлди. Мәзкүр чарә-тәдбирдин кейин у, өйдә маҗра чиқидиғанлиғини сезип, ата-анисиниң өйидә қонуп қалиду. Әтиси келип, рухсәтсиз ата-анисиниңкидә қонуп қалғанлиғи үчүн кәчүрүм сориғанда, қейинатиси вә қейинаниси уни һақарәтләшкә башлайду. Йолдиши уни уруп, өйгә солап қойиду. У һаҗәтханиға бериш зөрүрийитини банә қилип, қечип кетиду. Әтиси йолдишиниң издәйдиғанлиғини билип, уттур өз өйигә бармайду. Кечини хошнисиниң амбирида өткүзүп, бир күн өткәндин кейинла ата-анисиниң йениға кириду. Мәрийәмниң аниси униң йолдишиниң өйигә қайтип беришиға қарши болиду. Әпсус, у дәвирләрдә аҗришиш аял кишиниң тәшәббуси бойичә әмәлгә ашурулматти. Шуңлашқиму Мәрийәмгә, халисун-халимисун, йолдишиниң өйигә қайтип беришқа тоғра келиду. Йәрлик мәктәп яш җуганға ярдәмлишиш мәхситидә, уни муәллимниң ярдәмчиси лавазимиға тайинлап, кәчки курсларда савақ бериш имканийитини яритиду. 1922-жили Ғалҗат йезисиниң җамаәтчилиги Мәрийәмниң йолдишини Алмутиға оқушқа әвәтишни қарар қилиду. Йолдиши Мәрийәмни ата-анисиниң өйидә қалдуруп, өзи оқушқа кетиду. У Алмутидин ата-анилиридин Мәрийәмниң оқушиға анчила тосалғулуқ қилмаслиқни тәләп қилип, хәт әвәтиду. Мана шуниңдин кейинла Мәрийәм бираз әркинликкә чиқиду.
Мошу вақитта Мәрийәм йезилиқ аяллар бөлүмигә рәһбәр болуп сайлиниду. Аяллар билән ишләш бөлүми яки “аяллар бөлүми” Россия коммунистик партиясиниң секцияси еди. У Мәркизий Комитет вә йәрлик партия комитетлири йенида қурулған. Россиядә дәсләпки аяллар бөлүмлири 1919-жили тәшкил қилинған. Мәркизий Комитет йенидики дәсләпки Аяллар бөлүмини Инесса Арманд башқурған болса, 1920-жили мәзкүр лавазимни Александра Коллонтай егилиди. “Аялларни социализм роһида тәрбийиләш вә уларни егилик қурулушқа һәм дөләт башқуруш ишлириға җәлип қилиш, нека институтлирини трансформацияләш җәриянини уйғунлаштуруш – аяллар бөлүмлириниң асасий вәзиписи болди. Большевикларниң дәсләпки декретлири аялларниң кечидә ишлишини мәнъий қилди, һамилдарлиқ вә туғут бойичә ярдәм пул елишини капаләтләндүрди, аяллар билән әр кишиләрниң әң төвән капаләтләндүрүлгән маашини, аилә вә некада аяллар билән әр кишиләрниң һоқуқини тәңләштүрди. Өз паалийити давамида аяллар бөлүмлири пәқәт әр кишиләрниңла әмәс, бәлки аялларниңму көплигән қаршилиқлириға дуч кәлди. 1928-жили пәқәт Өзбәкстандила 203 адәм өлтүрүлди. Һәтта аялларниң өзлириму аяллар бөлүми һәққидә «аилини бузғучи вә пәрзәнтлирини балилар өйлиригә вә мәктәпләргә өткүзүп, ата-аниларни улардин мәһрум қилғучи тәшкилат» дегән пикирдә болди. Аяллар бөлүмлири 1930-жилниң январь ейида өз паалийитини тохтатти.
Мәрийәм Палтушева өзиниң тәрҗимиһалида аяллар бөлүмлириниң ишини төвәндикичә тәсвирләйду: “Һәр һәптидә аялларни жиғип, мәҗлис ишлири башланди… Жуқури орунлардин кәлгән тәшвиқатчилар буларға чүшәнчә берип турди. Әнди рәсмийләшти, һәтта өз йезимиздин ешип, башқа йезиларға тәшвиқатчи болуп, йенимға бир-икки аялни қошуп, тәшвиқ қилип, һәр йезида рипкомла (ревкомлар – А.К.) билән бирликтә ишләш, һәр һәптидә аялларни жиғип, мәҗлис өткүзүп, мәҗлис қарарлирини бизгә әвәтәтти. Өзимизниң иши һәққидә Яркәнткә [мәлумат] йоллаттим. Өзәм һәр айда арилап туридиған йезилар Ғалҗат, Чоң Ачиноқа, Кичик Ачиноқа, Кәтмән, Бағ Кәтмән, Шуңқар, Дардамту, Удута, Ақтам, Түгмәнбеши, Узунтам, Гомба, Довун йезилири. Бу йәрләрдә сайланған аяллар йезилиқ һөкүмәтниң йол-йоруғи билән ишләйду. Буларниң хизмити аялларни әмгәккә қатнаштурушниң сиртида саватсизлиқни җоюш. Һәр һәптидә мәҗлис ечип, өзимизниң қилидиған ишлири үстидә музакирә жүргүзүш, яш балиларни мәктәпләргә толуқ қатнаштуруш, йеши йәтмигән яш қизларни әргә бәрмәслик вә шуниңдәк қалиң малларға сатқузмаслиқ, болупму аялларниң тәңлигини сақлаштин ибарәт вә уларни сайлаш-сайлиниш ишлириға толуқ қатнаштуруш ишлири еди”, – дәп язиду Мәрийәм өзиниң тәрҗимиһал сәһипилиридә. Мәзкүр әслимиләргә қариғанда, Мәрийәм уйғурлар яшайдиған барлиқ йезиларни арилап чиққан. Н.Румянцевниң мәлуматлири бойичә, мәзкүр мәмурий территориал бирликкә үч йеза (Наринқол, Сарыбулақ, Қосағаш) киргән.
М.Палтушева өзиниң тәрҗимиһал сәһипилиридә айрим вақиәләрни тәпсилий язиду. Биринчи вақиә 1923-жили йүз бәргән. Шу чағда Мәрийәм бир яшқа кирмигән балиси һәм икки аял билән көплигән уйғур жутлирини арилап чиқип, ахири Ақтам йезисиға келиду. Йезида икки аяли бар 70 яшлиқ қази яшаптикән: биринчи аяли 60 яшта, иккинчиси 20 яшта. Мәрийәм ярдәмчилири билән әшу адәмниң беғида жиғин өткүзиду. Кимду-бири аяллар бөлүми әзалириниң қазини иккинчи аялидин аҗритиши мүмкинлигини хәвәр қилип үлгәргән екән. Шу чағда қази кичик аялини өйгә солап қойған, лекин йәрлик аяллар уни бошитип, жиғинға қатнишишиға ярдәм қилған. Қазиға бу әһвални сирттин байқаштин башқа амал қалмиған. Жиғиндин кейин униң билән тегишлик чүшәндүрүш ишлири жүргүзүлиду. Яш аялини болса, йеза аяллар бөлүминиң башлиғи қилип сайлайду. Бу аял қабилийәтлик болуп, көп өтмәй, йеза муәллиминиң ярдәмчиси лавазимиға тайинлиниду. Мәрийәм Ақтам йезисиға йәнә бир мәртә кәлгичә қази дуниядин өтүп, аяли әркинликкә чиқиду.
Шуниңдин көп өтмәй Мәрийәм йәнә бир вақиәгә дуч келиду. У ат-улақта Ақтамдин Гомба йезисиға келиватқинида, икки йезиниң оттурисидики түзләңдә атлар бир нәрсидин үркүп, егилирини ташлап, қечип кетиду. Шундақ қилип, үч аял бир бала билән далада қалиду. Уларға бираз мусапини пиядә бесип өтүшкә тоғра келиду. Түн йеримида жирақта кетиватқан атларниң қариси көрүнмәтти. Мәрийәм йол бойи һәмралириға мәдәт берип кәлди. Бираз вақиттин кейин уларниң алдиға бирнәччә атлиқ адәм чиқиду. Мәрийәм қорқуп кетиду, чүнки у чағларда йолларда нурғун қарақчилар болатти. Мәрийәмниң йенидики аяллар жиғлашқа башлайду. Атлиқ адәмләр йеқинлашқанда, уларниң Гомба йезисиниң турғунлири екәнлиги, бая қечип кәткән атларни тутуп, йетиләп кәлгәнлиги мәлум болиду. Уларниң һәмра болушида аяллар йезиға теч-аман йетивалиду. Йеза аһалиси меһманларни өшкә союп, меһман қилип, соғ уруп қалған балини давалашқа киришиду.
Мәрийәм Гомба йезисидин кейин сәпдашлири билән Чоң Ачиноқа йезисиға қарап йол тутиду. У бу йезида чүшкән өйдә яш чекист билән тонушуп қалиду. Оруқ кәлгән 35 яшлардики жигит Яркәнттин болуп чиқиду. Мәрийәм униң барлиқ соаллириға җавап берип, өзиниң иши һәққидә ейтип бериду. Жигит Мәрийәмгә гуванамә вә улар тохтиған барлиқ җайда атларни бериш көрсәтмиси йезилған һөҗҗәтни тапшуриду. Шундақла у Мәрийәмгә шу дәвирдә хунини хелила йоқатқан нурғун ахчини бериду. Шундиму бу пул йетәрлик дәриҗидә болған.
1924-жили Мәрийәм Яркәнт шәһәрлик аяллар бөлүминиң тәливи бойичә ушбу зиминға келиду. Бу йәрдә у наһийәниң аяллар бөлүмини башқуруш хизмитигә тайинлиниду. Шу чағларда наһийәлик аяллар бөлүминиң мәркизи Шуңқар йезисида болидиған. Мәрийәм 1925-жилдин тартип ишиға киришиду. Кейинирәк аяллар бөлүминиң баш мәһкимиси Кәтмән йезисиға көчирилиду. 1926-жили наһийә мәркизи Гомба йезисиға йөткилип, Мәрийәм йолдиши вә балилири билән мошу йәргә көчүп келиду. Бу йәрдә улар мааш алмай савақ бериду. Лекин йеза аһалиси уларға турақлиқ маддий ярдәм көрситип туриду. 1927-жили Мәрийәм туғулуп өскән Ғалҗат йезисиға қайтип келиду. Бу йәрдә аяллар бөлүминиң иши партия органлири катиплириниң рәһбәрлигидә жүргүзүлиду. Уларниң арисида Мәрийәм кәтмәнлик қазақ Толумбек Ералиевниң вә шуңқарлиқ рус жигити Тутавинниң исимлирини әскә алиду.
Конференцияләргә иштрак қилишму Аяллар бөлүми башлиғиниң вәзиписигә кирәтти. Униңда қатнашқучилар рәһбәрликтин тегишлик тапшурмиларни елип, тәҗрибә алмаштуруш ишлирини әмәлгә ашуратти. Мәрийәм 1926-жили Алмутида өткән конференциягә делегат болуп сайланған. 1927-жили Мәрийәм аилиси билән Ғалҗат йезисиға қайтип келип, һәр айда Аяллар бөлүминиң ишлири бойичә уйғур йезилирини арилиған. Көп өтмәй, Мәрийәмниң йолдиши ағрип қалиду. 1928-жилниң май ейида у дохтурларға көрүнүш үчүн Қариқолға (Пржевальск) кетиду. Бу йәрдин у қайтип кәлмәйду. Мошу жили Ғалҗат йезисиниң рәһбири Талип Рахманов Мәрийәмни Яркәнткә икки айлиқ курсқа әвәтиду. Мәрийәм балилирини анисиға қалдуруп, оқушқа берип қайтиду. Оқуштин қайтип келип, у алған билимигә мувапиқ йезилиқ партия комитетиниң кативи вә иҗраий комитетиниң рәиси билән бирликтә аһалидин селиқ жиғишқа киришиду.
Мәрийәм 1929-жили бала-чақисини уруқ-туққанлириға қалдуруп, колхоз вәкиллири билән новәттики жиллиқ оқуш курслиридин өтүш үчүн Яркәнткә бариду. Өзини асраш үчүн Мәрийәм чүшкичә наһийәлик истималчилар иттипақиниң дукинида ишләп, чүштин кейин курсларға қатнишиду. У балилирини йениға елип келиш үчүн һарву әвәткәндә, йолдишиниң ата-анисиниң уларни елип, Хитайға өтүп кәткини мәлум болиду. У оқушини пүтирип, 1930-жилниң ахирида Ғалҗатқа қайтип кәлгәндә, бовилиридин қечип, Хитайға кәтмигән кәнҗә қизи Гүлсүмнила тапалайду. Мәрийәм 1931-жили давамида колхозда әмгәк қилиду, андин Нағирчи йезисиниң мәктивидә устазлиқ қилиду. Күнләрниң биридә у қизи билән икки чоң балисини издәп тепиш ойида дөләт чегарисидин өтиду.
М.Палтушева Хитай территориясидә 1950-жилларғичә яшайду. Мошу чағда кеңәш гражданлирини тарихий Вәтинигә қайтуруш һәрикити башлиниду. Мәрийәм өмриниң хелә қисмини хошна мәмликәттә өткүзгән болсиму, өзиниң тәрҗимиһалида униңға анчә тохтилип кәтмигән. Шундақла йолдишиниң ата-анилириниң Хитайға көчүп кетиш сәвәплирини чүшәндүрмәйду. Әмәлиятта, 1920-жилниң ахири 1930-жилларниң башлирида Йәттису аһалиси аммивий түрдә чәт әлгә көчүшкә башлиған. Буниңға йеза егилигини коллективлаштуруш, һаллиқ деханларни тәқипләш сәясити вә аммивий ачарчилиқ сәвәп болған. Әнди Мәрийәм болса, өзиниң шәхсий армини – балилирини издәп тепиш мәхситидә вәтәнни ташлап кәткән. Ғулҗа өлкисидә Мәрийәм оттуз жилға йеқин вақит турған. У миң бир қийинчилиқлар билән балилирини қайтуралиди. 1930-жиллири у устазлар курсида оқушни давам қилиду. 1940-жиллири униң балилири үч вилайәт инқилавиға қатнашти. 1945-жили Кеңәш Иттипақидики Аяллар бөлүмлири охшаш мәһкимиләр тәшкилләнгәндә, у шу йәрдә ишини қайта башлиди. Коммунистларниң келиши билән у мәрипәт вә аяллар әһвалини яхшилаш саһасидики ишини давамлаштурди. Мәрийәмниң әмгәк паалийитиниң ахирқи мәлуматлири Ғулҗидики уйғур мәктәплиридә савақ бериш билән бағлиқ. 1953-жили шәһәрдики 12-башланғуч, 1954-жили 4-башланғуч мәктәпләрдә устазлиқ қилди. Ахирқи иш орни Абдумутаали хәлпәт Камал асасини салған “Таалия мәктиви” болиду.
1954-жили Кеңәш Иттипақи Хитай һакимийити билән келишим түзүп, Шинҗаңдин өз гражданлирини елип кетишкә башлиғанда, уларниң арисида техи 1946-жили Кеңәш паспортиға егә болған Мәрийәмму бар еди.
Мәрийәм Палтушева Кеңәш һакимийитиниң тиклиниши дәвридә уйғур мәрипәтчилигиниң тәрәққий етишигә чоң үлүш қошқан вә уйғур аяллириниң эмансипацияси йөнилишидә тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашурған. Әпсус, униң Ғулҗидин қайтип келип, Қазақстанда өткән һаяти һәққидә һечқандақ мәлумат йоқ. Һазирғичә униң уруқ-туққанлирини издәп тепиш һәрикәтлириму нәтиҗә бәрмиди.

Абләт КАМАЛОВ,
тарих пәнлириниң доктори, профессор.