Среда, 27 ноября, 2024
Аммибаб

Hajielem axunum-USY-da_oqush

Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийитиниң баш тәптиши-Шайарлиқ мәшһур зат Һаҗиәләм ахунум

авазни аңлаш http://www.rfa.org/uyghur/programmilar/sohbet-inkaslar/islam-jumhuriyiti-10192012135827.html/u1024-yalqun.mp3

Муһәммәдимин Буғра (алдинқи рәт оң тәрәптә қара кийимлик) Хотәнниң өлимаси билән.

1933-йили  Хотән.

Сабит Абдурахман тәрипидин йезилған «Уйғурнамә» дегән китабниң 1933-йили Қәшқәрдә қурулған Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийитини байан қилған бабиниң һөкүмәт тәшкилий аппаратини тонуштурған бөликидә баш тәптиш -Һаҗиәләм ахунум намида бир исим учрайду.

Гәрчә бу исим тарихий байанларда көп учримисиму, әмма Шайар хәлқи һөрмәт билән тилға алидиған вә чоң йаштикиләр еғизлиридин чүшүрмәй һекайә қилип сөзләп йүридиған қәһриман бир затниң исмидур. Һаҗиәләм ахунумниң әсли исми Муһәммәд Нийаз болуп, Шайарниң әйни чағдики даңлиқ байлиридин бири болған Имин ахунум уйуштурған бир меһмандарчилиқта башқилар униңға нәсиһәт қилип «сили молла болғандикин имамлиқлирини қилип, қәләм иши билән шуғуллинивәргән болсила йахши болар иди, әләмниң иши баш кетидиған хәтәрлик иштур» дегән икән. Һаҗиәләм ахунум уларға кайип «қәләмниң ишиға бир қуран йитиду, мән өзүмни әләмгә атиған Һаҗим, немә болсам пешанәмгә пүтүлгән тәқдирдин болсун. Бундин кейин мени моллам, ахунум, имам демәй Һаҗиәләм, дәп атаңлар» дегән икән. Шуниңдин кейин Муһәммәд Нийаз дегән исим Һаҗиәләм ахунумға өзгирип, хәлқ арисида Һаҗиәләм ахунум дегән исим билән тонулған икән.

 

Йуқириқи пикримизни дәлиллигән Абдушүкүр Самсақ чоңлардин аңлиғанлирини байан қилип мундақ дәйду: -«Шайар тарих материйаллири» да байан қилинишичә Һаҗиәләм ахунум Шайар наһийисиниң Қайло йезиси дүшәнбә базиридин болуп, 1886-йили оқумушлуқ бир диний зийалий аилисидә дунйаға кәлгән. У кичик турупла диний билимдә камаләткә йитип, қариқуран намиға еришкәнлики үчүн -1899 йили өз мәһәллисидики мәсчиткә имамлиққа тәклип қилинған. 1903-йили җамаәтниң тәшәббуси билән Қәшқәргә берип ханлиқ мәдрисидә оқуған. 1908-йили йуртиға қайтип келип диний тәлим-тәрбийә ишлири билән шуғулланған. 1913-йили Мәккигә һәжигә берип, йурт айлинип 1916-йили қайтип кәлгән вә Шайар наһийисидә айлинип йүрүп чәтәлдә көргән, билгәнлиригә асасән җәдитчилик маарипини тәшвиқ қилған. Әмма әйни заманда Йаң Зиңшиң хәлқни надан тутуш, бихудлуқта қалдуруш сийаситини йүргүзүватқанлиқи үчүн Һаҗиәләм ахунумниң йеңичә маарип тәшәббусидин қорққан Йаң Зиңшиң 1919-йили Һаҗиәләм ахунумға «хәлқни қозғилаң қилишқа қутратқан» дегән бәтнамни артип, тутқун қилишқа буйруқ чүшүргән. Буниңдин алдин хәвәр тапқан Һаҗиәләм ахунум Қәшқәргә қечип кәткән вә у йәрдә Йүсүп Қоқән атлиқ бир содигәр билән тонушуп қелип, Совет иттипақиға чиқип кәткән. Чәтәлләрни айлинип 1927-йили йуртиға қайтип кәлгән Һаҗиәләм ахунум Шайарға келипла қораллиқ қозғилаң қилиш тәшәббусини тәшвиқ қилишқа башлиған. 1931‏-йили Қумулда Хожанийаз һаҗи башчилиқида зулумға қарши қозғилаң болғанлиқ хәвирини аңлиған һаҗиәләм ахунум йеқинлиридин Иминахун, Әлабәгләр билән бирликтә атлиқ қошун тәшкилләп, наһийилик һөкүмәтни ишғал қилиду.

 

Бу җәрйандики вәқәләргә мунасивәтлик кичиккинә бир вәқәни аңлиған Абдушүкүр Самсақ қошумчә қилип мундақ дәйду:‏ -Хожанийаз һаҗи қошунлири Кучаға кәлгәндә Шайар байлиридин миң туйақтин артуқ қой топлап, Хожанийаз һаҗиниң Совет иттипақидин қорал сетивелишиға һәдийә қилиду вә өзи адәмлири билән биргә Хожанийаз һаҗи қошуниға қошулиду. 1933-йили Қәшқәрдә Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийити қурулғанда дөләтниң баш тәптишликигә, қошумчә Шайар наһийисиниң һакимлиқиға сайлиниду. У Шайарда һаким болуп турған мәзгиллиридә йеңичә пәнний маарипни күчәп тәшвиқ қилип, өз йенидин хиражәт ажритип, 34 йәрдә йеңичә мәктәп ачқан. Бу мәзгилләрдә Шайарниң йеза игилик, сода, маарип вә жәмийәт аманлиқида зор дәрижидә йахшилинишлар болған. Хожанийаз Һаҗим Үрүмчигә вәзипигә олтурушқа маңғанда Һаҗиәләм ахунум биргә беришни халимай Шайарда қелип қалған. Кейин Хожанийаз һаҗим Үрүмчидә Шиң Шисәй тәрипидин қәсткә учриғандин кейин, қайтидин қолиға қорал елип қозғилаң көтүрүп, Абдунийаз Камалниң қошунлириға қошулуп, Шиң Шисәй вә Совет қизил армийисиниң бирләшмә қошуниға қарши батурларчә жәң қилиду.

 

Абдунийаз Камал қошунлири мәғлубийәткә учрап, Абдунийаз Камал бирликтә чәтәлгә чиқип кетиш тәшәббусини оттуриға қойиду. Әмма Һаҗиәләм ахунум Абдунийаз Камалниң тәлипини рәт қилип, Тарим дәрйасиниң җәнубидики чөллүктә ахирқи оқи түгигичә җәң қилиду. Ахири оқи түгәп Шиң Шисәй әскәрлири тәрипидин қолға чүшиду вә Үрүмчигә апирилип түрмигә ташлиниду. 1943-йилғичә Шиң Шисәй түрмисидә дәһшәтлик қийнашларни баштин кәчүрүп, вәһшийләрчә өлтүрүлиду.

 

Мәнбә http://www.rfa.org/uyghur/programmilar/sohbet-inkaslar/islam-jumhuriyiti-10192012135827.html?searchterm

=Шайар

Амрақ архиви 02.04.2014 йил