Dawami-5 usy
Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити Армийәсиниң баш министир Сабит Дамоллам тутқун қилинғандин кейинки мустәқиллиқ урушлири
(5)
Муһәммәт Турсун Уйғур
(Давами)
(Бу сүрәттики адәм Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити Армийәсисиниң баш қомандани Мәхмут Муһити)
Бу иштин кейин Мәхмут Муһити қоманданлиқ иштабида буниңдин кейинки ишларни өз алдиға мустәқил йүргүзүшкә имканийәт қалмиғанлиқини толуқ тонуп йетиду. Қандақ қилиш керәк? Әмдиликтә униң алдида икки йол туратти. Бири, җанни тикип қойуп ишәнч болмиған җәңгә атлинип қан төкүш; йәнә бири пәшни қеқип чәткә чиқип кетиш. Амалсиз қалған Мәхмут Муһити кейинки йолни таллашқа мәҗбур болиду. Лекин өзини кечә-күндүз пайлап турған гарнизон қомандани Лйу Биңни қандақ азғаштуруп Қәшқәрдин чиқип кетиш бир мәсилә иди.
Қәшқәр гарнизон қомандани Лйу Биң Қәшқәр Йеңишәһәр сепили ичидики гарнизон иштабиниң һойлисида әтигәнлик һәрбий мәшиқ қиливататти. Сепил қаравуллириниң башлиқи Лйу Биңниң алдиға алдирап йетип келиду.
— Доклат қомандан,- дәйду нөвәтчи һәрбийчә салам берип,- сепил үстидики қаравуллар дурбунда 40-30 атлиқ адәмниң Конишәһәр тәрәптин биз тәрәпкә келиватқанлиқини көрүпту.
Мән қарап бақсам улар генерал Мәхмут Муһити вә адәмлири икән. Уни тонувалдуқ.
Лйу Биң сәл җиддиләшкәндәк болуп дәрһал өзини оңшивалиду. Кейин алдидики икки офитсергә қарап:
— Сепил үстидики қаравуллар һәссиләп көпәйтилсун, сепил ичи җиддий һаләткә өтсун,- дәйду.
Атлиқлар сепилгә йеқинлашқанда Лйу Биң рәсмий һәрбий кийим билән бирнәччә адимини әгәштүрүп уларниң алдиға чиқиду. Лйу Биң:
— Генерал җанаблири аман болғай,- дәйду очуқ чирай билән. Мәхмут Муһити етидин чүшүп тәкәллуп билән:
— Ундақ боламдиған, әтигәндә җанаблирини малал қилиптимиз, алдилирида хиҗилмән. Узундин буйан йәп йетип һурунлишип қалдуқ, һава йегәч әтигәнлик чениқишқа чиққан, җанаблири бәһузур арам алғай. Мәхмут Муһити қолини көксигә қойғандин кейин етиға минип һәмраһлири билән сепил йақилап сәһра тәрәпкә йүрүп кетиду.
Лйу Биң атлиқларниң кәйнидин узунғичә қарап туруп қалиду, уларниң һәрикитини көзитиш үчүн кәйнигә адәм қойиду. Атлиқлар йеза йоллири билән атлирини тәкши йорғилитип хечирчиғичә бариду. Кейин өстәң бойида аттин чүшүп, йүз-көзлирини йуйуп азрақ дәм алиду. Андин йәнә атлиқ кәйнигә қайтип сепил түвидин өтүп, кәлгән йоли билән удул шәһәргә кирип кетиду.
Шу күндин башлап әтигәнлик чениқиш һәр күни өз қәрәлидә болуп туриду. Атлиқлар берип-қайтишта һәр қетим сепил төвидин өткәндә қаравуллар бир қетим җиддийлишиду, күнләр өткәнчә бундақ җиддийлишишму пәсләп бариду.
Бир күни Мәхмут Муһити йәнә Шең Шисәйниң телеграммисини тапшуруп алиду. Телеграммида өзиниң йиғинға қатнишиш үчүн Үрүмчигә келиши уқтурулғаниди. Мәхмут
Муһити буниң өзигә қурулған қилтақ икәнликини ениқ көрүп йетиду.
Мәхмут Муһити Шең Шисәйгә мундақ дәп җаваб телеграмма йазиду: «шең добән җанаблири, кәминә Үрүмчигә беришим һәққидә телеграммини тапшуруп алдим. Һазир Қәшқәрдики һәрбий қисимниң ичи тинч әмәс. Бир қисим җаһил офитсер вә әскәрләр бойунтавлиқ қилип, җаһанни малиман қилиш койида болуватиду. Уларниң мән йоқ мәзгилдә иш терип қойушидин әнсирәп туруватимән. Шуңа һазирчә ағам Мусул Һаҗи[1] һузурлириға бариду. Бу йәрдики ишлар изиға чүшкән һаман өзүм қобуллириға баримән».
Демисиму шу мәзгилләрдә Мәхмут Муһитиниң бир қисим қоманданлириниң қозғилип җәң билән ишни һәл қилиш нийитидә болуватқанлиқини Шең Шисәй билип туратти. Әгәр совет иттипақи арқа терәк болмиса, өзиниң уларға қарши турушқа һәргизму күчи йәтмәйтти. Шуңа Шең Шисәй Мәхмут Муһитиниң җавабиға башқичә пикирдә болмайду.
Ейтишларға қариғанда Мусул Һаҗи Муһити Үрүмчигә йетип барғанда Шең Шисәй уни һөрмәт билән қарши илип, униң билән үч кечә — күндүз сөһбәтлишиду. Сөһбәт җәрйанида Мусул Һаҗи баштин-ахир бешини төвән селип бир еғизму сөз қилмай җимҗит олтуриду. У пәқәт тайинип олтурған һасисиниң учини пат-пат тахтайлиқ полға ток-ток уруп қойидикән. Үчинчи күни Шең Шисәй тәкәллупни қойуп:
— Һаҗим, үч күн болди, болунған гәпкә бир еғизму җаваб қилмиди, мениң гепимни чүшән’гәнмиду?- дәйду.
Мусул Һаҗи:
— Йиғип кәлгәндә — дәп һасисини йәнә бир қетим ток-ток уруп қойуп:
— Мушу земинниң иши икән,- дәйду.
Шуниңдин кейин Шең Шисәй һечқандақ сөз қилмайду, у Мусул Һаҗини тәмират (қурулуш) назаритиниң назири мәнсипи билән Үрүмчидә тутуп қалиду.
Узун өтмәй Мәхмут Муһити Шең Шисәйгә мундақ мәзмунда йәнә бир телеграмма йазиду: «һазир Қәшқәрдики һәрбий қисимларниң ичи бир қәдәр тинчланди. Кәминә мән Үрүмчигә беришқа тәййарландим. Шундиму әмдила тәртипкә чүшкән һәрбий ичиниң тинчлиқиға капаләтлик қилиш үчүн, мән йоқ мәзгилләрдә һәрбий ичидики әң нопузлуқ киши ағам Мусул Һаҗимниң Қәшқәрдә туруп бәрмики зөрүрдәк туриду. Мусул һаҗим Қәшқәргә йетип кәлгән һаман йолға чиқимән».
Мәхмут Муһитини Үрүмчигә әкелиш Шең Шисәйниң узундин бери көзләп келиватқан бирдинбир нишани иди. Шең Шисәй ишни асанрақ һәл қилишни ойлайтти. У сәл гуманланған болсиму, Мусул Һаҗини дәрһал Қәшқәргә йолға селиветиду.
Мәхмут Муһити Турпандики бир каризини 400 сәр алтунға сатиду. Йәнә башқа мал-мүлкини 400 сәр алтунға сетип, 800 сәр алтун тәййарлайду. Булардин 400 сәр алтунни Абдуқадир Дамолла дегән кишигә тапшуруп чәт әлгә өткүзмәкчи болғанда, йол үстидә Шең Шисәйниң адәмлири тәрипидин мусадирә қилинип кетиду.
1937-йили 4-айниң 8-күни[2] әтигәнлик чениқишта Мәхмут Муһити миң беши акиси Мусул Һаҗи Муһити қошулуп, турпанлиқ Бай Ахун Әзизи, Қәшқәр Қизил дөвилик Тохти Һаҗи, турпанлиқ Һәмдулла (Бу адәм Ладах йолини обдан биләтти) Абдулла Дамолла Нәйим қатарлиқ 30 нәччә йеқин адими билән Йеңишәһәр сепил түвидин өткәндә, сепил үстидики хитай әскәрләр милтиқлирини қолтуқлишип әснәп олтурушиду. Атлиқларниң мәшиқтин қайтқан-қайтмиғанлиқи биләнму һечкимниң кари болмайду. Мәхмут Муһитилар Қизилниң көврүкигә кәлгәндә, Ибраһим полк командери (тү’әнҗаң) етини суғарған болуп, дәрйа ичи билән қачқиничә удул Қәшқәрдики Совет әлчиханисиға кирип әһвални мәлум қилиду. Мәхмут Муһитилар шу маңғанчә Йеңисарға йетип бариду.
Мәхмут Муһити меңиш алдида 2-полкниң командери Қурбан Нийаз Шаһиди башлиқ коммунистпәрәсләрни йоқитиш үчүн Шайарлиқ подполковник Йақупқа буйруқ қилиду. Подполковник Йақуп, Лйәнҗаң Рәхмитулла Қари, лүкчүнлүк Сали Лйәнҗаң вә Абдулла Ахунлар билән бирликтә буйруқни иҗра қилиш үчүн атлиниду. Шу күни дәл намазшамда Йақуп тапанча билән Қурбан Нийазни атиду. Қурбан Нийаз өлмәй пути йаридар болиду. Йақуп тапанчидин иккинчи оқни үзүватқанда иштаб хизмәтчилиридин бири Йақупни атиду. Йақуп йаридар болуп тутулиду. Намаз шамға 20 минут қалғанда пилан пүтүнләй паш болуп қалиду. Шуниң билән Қурбан Сә’иди Қари Лйәнҗаң, Сали Лйәнҗаң қатарлиқларни бир-бирләп ишханиға чақирип етип ташлайду. Иштаб ишханисиға чақиртилғанларниң чиқмиғанлиқини көргән Қари Лйәнҗаң, Сали Лйәнҗаңниң әскәрлири алдинала тоқуп тәййарлап қойған атлирини минип удул Йеңисарға қачиду. Қәшқәрдики 2-полкниң қалған әскәрлириму чекинип, Йеңисарға берип болған әһвални Мәхмут Муһитиға доклат қилиду.
Мәхмут Муһити 33-полкни җиддий һаләткә өткүзүп, Абдунийаз Камалниң 1-ротасини Йапчанға мудапи’әдә турушқа әвәтиду. Арқидинла Йеңисар һакими (уйғур), баҗхана башлиқи (хитай) вә сақчи башлиқи (хитай) қатарлиқ үч кишини чақиртип келип полк иштабида сорақ қилиду. Кейин һакимни қойуветип икки хитайни етиветип йолға чиқиду.
Мәхмут Муһити Йеңисардин йолға чиқип Топлуқ дегән йәргә кәлгәндә Хотәндин қайтқан ән’глийә әлчисигә? учрайду. Униң билән йерим са’әт сөзләшкәндин кейин хошлишип йолиға раван болиду.
Генерал Мәхмут Муһити шу ахшими Йеңисардин йолға чиқип Ладах йолиға чүшиду. Качуңға кәлгәндә Қәшқәр гарнизони қорал-йарағ башқармисиниң му’авин башлиқи Илйас ешәккә миндүрүлүп, қолиға койза селинған һалда кәлтүрүлиду. Мәхмут Муһити Илйастин:
— Сән қәйәрлик? дәп сорайду. Илйас:
— Мән турпанлиқ, тәқсир,- дәп җаваб бериду.
— Сән мусулманму?- дегәндә, Илйас:
— Әлһәмдулилла мусулманмән,- дәп җаваб бериду.
Мәхмут Муһити дәр ғәзәп болуп:
— Йақ, йалған, сән капир! Әгәр сән мусулман болсаң мениң гепимни аңлайттиң, мән Шәрқий Түркистан Армийәсигә көпрәк қорал-йарағ, оқ-дора бәр, десәм бәрмидиң әмәсму?! Бәдбәх, у қораллар маңа лазим иди,- дәйду. Илйас:
— Генерал Лйу Биңдин буйруқ болмиса қандақ берәләймән,- дәйду.
Мәхмут Муһити:
— Мәнчу? Мән немә? Дәп сорайду.
— Илйас:
— Өзлириму генерал,- дәйду.
— Мәхмут Муһити техиму қаттиқ ғәзәплинип:
— Һәй бәдбәх, хитайниң гепини аңлайсәну, мениң гепимни немишқа аңлимайсән? Сән мәлун орус консули билән Лйу Биңға җасуслуқ қилдиң, өз қериндашлириңни, Вәтиниңни саттиң, әмди саңа оқ зайә кетиду, қилич билән чепиш керәк,- дәйду вә арқидин: хәйр бопту, етиветиңлар, дәп буйруқ қилиду вә йәрлик кишиләргә: униң җәситини көмүп қойуңлар, дәп тапилап йолини давамлаштуриду.
Мәхмут Муһити Йәкән’гә берип Ма Хусән қисимлириға:
— Мән Шең добән билән бузулушуп қайтип чиқтим, Хотән’гә берип Махусән билән көрүшимән, дәп хәт йезип әвәтиду. Туңганлар һәйран болиду һәм хушал болиду. Шуңа улар генерал Мәхмут Муһити кәлгүдәк, дәп өтәң-өтәңләргә зийапәт орунлаштуруп тәййарлиқ көриду. Шуниң билән Ладах йоли бош қалиду. Мәхмут Муһити Көкйарға йетип барғандин кейин өзлирини қоғдап кәлгән әскәрләргә хитаб қилип:
— Биз Һиндистанға маңдуқ, мәқситимиз чәт әлдин йардәм елип қайта инқилаб қилиш. Шең Шисәй билән Советниң мени йоқитиш үчүн қилмиғини қалмиди. Улар һечбир илаҗ қилалмай өз адәмлирим арқилиқ мени өлтүрмәкчи болди. Мән Шең Шисәй һөкүмити билән соқушушниму ойлидим. Бирақ қомандан, әскәрлиримиз ичидә мунапиқлар көпийип қораллиқ инқилаб қилишниң имканийити қалмапту. Ахир болалмай әзиз Вәтинимизни ташлап чәтәлгә мусапир болуп чиқип кетишкә мәҗбур болдум. Мән бир йил ичидә қайтип келимән, шуниңғичә қолуңлардики қорални мәһкәм тутуп туруңлар, әгәр мән кәлмәйдиған болсам қийамәт күни қолуңлар йақамда болсун! Һөкүмәтниң йаман көргән адими мән, силәргә һеч гәп кәлмәйду. Бурадәрлирим, балилирим, силәр җапа чекип бу йирақ йәргичә кәлдиңлар, мән силәрдин у дунйа һәм бу дунйа рази, силәрму мәндин рази болуңлар,- дәйду. Бу вақитта Мәхмут Муһитиниң көңли йерим болуп, өзини тутувалалмай ихтийарсиз йиғлап кетиду. Буни көргән пүтүн офитсер, әскәрләр қаттиқ йиғлап җаңгални бир алиду. Мәхмут Муһити әскәрләргә пул тарқитип бериду. Әскәрләр узун йиллиқ рәһбири Мәхмут Муһитини узутуп қойуп Качуңға қарап йол алиду.
Шундақ қилип Шәрқий Түркистан дөләт армийәсиниң баш қомандани генерал Мәхмут Муһити 1937-йили 4-айда акиси Мусул Һаҗи Муһити қатарлиқ қол астидики ишәнчлик 30 нәччә адими билән һиҗрәт қилип Һиндистанға чиқип кетиду.
Мәхмут Муһити чәт әлгә чиқип кәткәндин кейин Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң армийәси қомандансиз қалиду.
Давами бар …
________________________________________
[1] Мусул Һаҗи (Мусул Һаҗи Муһити): Мәхмут Муһитиниң акиси, 1870-йили Турпанда туғулған. Тәрәққийпәрвәр бай һәм уйғур йеңи ма’арипиға асас салғучилардин бири. Тунҗи қетим Русийәдин илғар машина вә техникиларни киргүзүп, Турпанда пахта завути қурған. 1912-йили тунҗи қетимда Татаристандин Һәйдәр Сайрани исимлик бир оқутқучини тәклип қилип, Турпанда өз хираҗити билән пәнний мәктәп ачқан. 1941-йили 8-айниң 19-күни Йапонийәниң пайтәхти Токйода 71 йешида вапат болған.
[2] Бәзи тарихларда Мәхмут Муһитиниң Һиндистанға һиҗрәт қилип маңған вақти 1937-йили 4-айниң 4-күни (җүмә күни) дәп йезилған.