dawami- 4 usy
Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити армийәсиниң баш министир Сабит Дамоллам тутқун қилинғандин кейинки мустәқиллиқ урушлири
(4)
Муһәммәт Турсун Уйғур
(Давами)
Бу күнләрдә Мәхмут Муһити бәкму қийин әһвалда қалғаниди. Шең Шисәй совет иттипақиниң йардими билән Хоҗинийаз Һаҗини өлкә му’авин рә’иси нами билән Үрүмчигә апиривалғандин кейин асаслиқ нишанини Мәхмут Муһитини йоқитишқа қаратқаниди. Булардин башқа Совет иттипақи Мәхмут Муһитиниң әтрапиға Шең Шисәй намидин һәрбий мәслиһәтчи генерал вә «сақаллиқ генерал» дәп аталған Рабалкин (Рибалко), Обохоф Доткин қатарлиқ бир мунчә һәрбий командирлар орунлаштурған болуп, Қәшқәр сақчи идарисиниң башлиқиму Совет тәрәптин әвәтилгән адәм иди.
Совет иттипақи 1934-йилидин башлап Мәхмут Муһитиниң әң йеқин вә ишәнчлик қоманданлиридин Мәхмут Муһитиниң ачисиниң оғли Қурбан Сә’иди, турпанлиқ Қурбаннийаз Гаҗиди, Сайим Ахун, Үрүмчилик Абдулла әпәнди, тоқсунлуқ Әхмәт Мәсуми қатарлиқ бәш кишини Совет иттипақиға оқушқа әвәтиду. Булар 1935-йилиниң ахири Ташкәнттики һәрбий мәктәпни «идийә өзгәртиш» билән тамамлап қайтип келиду.
Бу вәқә болуп узақ өтмәй Шең Шисәй Шәрқий Түркистан Армийәсиниң қораллирини йиғивелиш үчүн, «6-дивизийәниң қораллири кона, бу қоралларни тапшуруңлар, биз силәргә йеңи қорал беримиз» дәйду. Мәхмут Муһити «алди билән йеңи қоралларни бериңлар, андин кона қорални беримиз» дәп Шең Шисәйниң пиланини бузиду.
Шең Шисәйниң Мәхмут Муһитини қоралсизландуруш суйиқәсти әмәлгә ашмиғандин кейин, тоқсунлуқ Ғопур Тү’әнҗаң, қумуллуқ Сали Лүйҗаң, шайарлиқ (тоқсулуқ) Һәмдәмбәг һаҗи[1], Полат Тү’әнҗаң, мәслиһәтчиләр башлиқи Низамидин әпәнди… Қатарлиқ пешқәдәмләрни Үрүмчигә йөткәп, уларниң орниға башқа адәмләрни орунлаштуриду. Шуниң билән Шәрқий Түркистан Армийәсиниң сүпити өзгирип, Мәхмут Муһитиниң бәзи йеқин адәмлириму униң дүшминигә айлинишқа башлайду.
Шең Шисәй йәнә Қәшқәр шәһири вә Шәрқий Түркистанниң җәнубидики сақчи орунлирини игиләп, кәң ишпийонлуқ тори арқилиқ Мәхмут Муһити вә униң әскәрлирини қаттиқ назарәткә алиду. Йәнә буйруқ чүшүрүп, Улуғчаттин йөткәп келин’гән бир қисим қирғиз әскәрләрниму Мәхмут Муһитиниң қошуниға қошуветиду. Бу хил әһваллар һәр хил намлар билән айиғи үзүлмәй давамлишип туриду. Мәхмут Муһити Шең Шисәйниң өзини йоқитиш суйиқәстини билгән болсиму, лекин униңға очуқ-ашкара қарши чиқалмайду. Чүнки Шең Шисәйгә қарши чиқиш совет һөкүмитигә қарши чиққанлиқ болатти.
Шең Шисәй Мәхмут Муһитиниң күчини аҗизлаштуруш үчүн, қәдәмму қәдәм униң қол астидики командирларни тәлим-тәрбийә алдурушни баһанә қилип, Үрүмчигә әвәтишни тәләп қилиду. Мәхмут Муһити халимисиму бу кишиләрни әвәтишкә мәҗбур болиду. Шундақ қилип 6-дивизийә ичидин Үрүмчигә сетилғучилар көпләп чиқишқа башлап, қошунниң саплиқи йоқилишқа, бирлики парчилинишқа башлайду. Униң гәвдиликрәки 1-полкниң командири Абдусәмәт Һаҗи болуп, бурун дивизийә бойичә көзгә көрүн’гән қоманданлардин бири иди. У кейин өзгирип Мәхмут Муһитиға суйиқәст пиланлайду. Лекин униң етишқа буйруған адими һаҗәтханида Мәхмут Муһитини атидиған вақитта атмай, бу сирни паш қилиду. Шуниң билән Мәхмут Муһити Абдусәмәт Һаҗини қолға алиду.
Шең Шисәй йәнә икки сатқунни Мәхмут Муһитини етиветиш үчүн Қәшқәргә әвәтип, башқа бир мунапиқ арқилиқ Хоҗинийаз Һаҗи намидин Мәхмут Муһитиға: «икки вәкил әвәттим, алдиға чиқип күтүвелиң» дәп телефон қилғузиду. Мәхмут Муһити зерәк адәм болғачқа, телефондики авазниң Хоҗинийаз Һаҗиниң әмәсликини билип, бир қисим әскирини әвәтип, айропиландин чүшкән икки суйиқәстчини нәқ мәйданда қолға алиду.
Шең Шисәй йәнә өзини чоң диний зат дәвалған Абдуғупур (Шаптул) дамоллини[2] Үрүмчигә чақиртип, униң идийәсигә тәсир көрситип, нурғун совға саламлар билән Қәшқәргә қайтуриду. У Қәшқәргә қайтип кәлгәндин кейин бир сорунда җама’әткә сөз қилип: «Ахирқи Пәйғәмбәр Муһәммәд Әләйһиссаламдин кейин пәйғәмбәр кәлмәйду. Әгәр Аллаһдин пәйғәмбәрликкә вәһий кәлсә, Шең дубән җанаблириға келәтти» дәйду. Мәхмут Муһити бу сөзләрни аңлап қаттиқ ғәзәплиниду вә Абдуғопур Дамолла кечидә түмән дәрйаси көврүкидин өтүватқанда мәхпий өлтүргүзүветиду.
Шең Шисәй Мәхмут Муһитини йоқитиш үчүн һәммә чариләрни ишлитип, уни қийин әһвалға чүшүрүп қойған вақитта, Мәхмут Муһити қол астидики Имин Ваһиди, Мөмин Ахун исимлик икки адимини Шең Шисәй үстидин әрз қилип, йошурун Нәнҗиңдики милләтчи хитай (Гоминдаң) һөкүмитигә әвәтиду. Бу вәкилләр Нәнҗиңда милләтчи хитайниң башлиқи Җйаң Җйеши (1887-1975) билән көрүшкән болсиму нәтиҗә чиқмайду. Мөмин Ахун йошурунчә Қомулға кәлгәндә Шең Шисәйниң җасуслири уни қолға алиду. Имин Ваһиди илаҗисиз Ләнҗуда туруп қалиду.
1936-йили 9-айда советлик Апрософ дегән адәм Қәшқәргә келип, Мәхмут Муһити билән көрүшүп униңға:
-Мениң сиз билән көрүшүшүмниң сәвәби сиз һөкүмәткә нарази болуп, Шәрқий Түркистан дөлитиниң мустәқиллиқини әслигә кәлтүрмәкчи болупсиз, пиланиңизни әмәлгә ашуруш үчүн Йапонийәгә икки вәкил әвәтипсиз, у икки адимиңизниң бири биз тәрәптин қолға елинди, сиз мундақ қилмаң, иттипақлашқиниңиз йахши,- дәйду.
Бу күнләрдә гәрчә һәрбий қисимдики ха’ин, сатқинлар көпләп ашкариланған болсиму, уларниң кимләр икәнлики вә санини ениқлашқа мумкин болмайду. Бу вәқәдин кейин Шең Шисәй Мәхмут Муһитини «3-нөвәтлик хәлқ қурултийи»ға қатнишиш үчүн Үрүмчигә келишини уқтуриду. Мәхмут Муһити Шең Шисәйниң рәсмий һалда өзини йоқатмақчи болғанлиқини сезип, гәрчә Шең Шисәйгә қарши чиқиш әмәлийәттә Совет иттипақиға қарши чиққанлиқ болсиму, қәтий бир қарарға келип, Шең Шисәйгә қарши уруш қилиш үчүн йеқин адәмлирини йиғип музакирә қилиду. Дәл шу мәзгилдә, 1936-йилиниң ахирлири Совет иттипақиниң даңлиқ җасуси Мәшур Розийоф (Мәнсур әпәнди)[3] хизмәт тәкшүрүш гурупписи билән Үрүмчидин Қәшқәргә келип, Мәхмут Муһити билән көрүшиду. Бу җәрйанда Хоҗинийаз Һаҗиниң Мәшур Розийофниң хизмәт тәкшүрүш гурупписидики Мәмәтнийаз Лйәнҗаң дегән адими Хоҗинийаз Һаҗиниң бир парчә мәхпий хетини Мәхмут Муһитиға йошурунчә тапшуруп бериду. Бу әһвални Мәшур Розийофниң бир муһапизәтчиси көрүп қелип Мәшһур Розийофқа дәп қойиду. Мәхмут Муһити болса бу әһвалларни билмәйду. Көп вақит өтмәй мәхпий музакириниң әһвалини мәслиһәткә чақирилғанлардин бир мунапиқниң Қәшқәр гарнизони Лйу Биңға вә Совет әлчисигә мәлум қилип қойғанлиқи ениқлиниду. Шуниң билән Мәхмут Муһитиниң бу пиланиму мәғлуп болиду.
Мәхмут Муһити шуниңдин кейин 2-қетим йәнә тәвәккүл қилип, уруш қозғаш үчүн әң йеқин кишилирини чақирип музакирә қилишни пиланлаватқан шу пәйттә бу ғәлитә әһвал йүз бериду.
Бай Ахун ойлап мушу йәргә кәлгәндә өзиниң Йңишәһәр гарнизон сийасий башқарма башлиқиниң өйигә қандақ берип қалғанлиқини туймай қалиду. Меһманларни башқарма башлиқиниң катипи — түнүгүнки Мәхмут Муһитиниң ишханисиға барған һелиқи пакар хитай очуқ чирай қарши алиду. Бай Ахун муһапизәтчисини сиртта қалдуруп, мәпикәш вә пакар хитай билән қобулханиға биллә кириду. Пакар хитай қобулханидики түгмилири йандин етилидиған узун чапан кийгән егиз бойлуқ, тақир баш хитайни көрситип:
— Мана бу киши башқарма башлиқи җанаблири болиду,-дәп тонуштуриду. Башқарма башлиқи хитай Бай Ахун билән саламлашқандин кейин, өзиниң вә Бай Ахунниң тәрҗиманини ишарәт қилип хелила раван Уйғур тили билән:
— Булар чиқип кәтсун, биз иккимиз йалғуз сөзлишимиз, мән Уйғурчә билимән,- дәйду. Һәр иккисиниң тәрҗиманлири чиқип кәткәндин кейин гарнизон сийасий башқарма башлиқи хитай Бай Ахунға демәкчи болғанлирини дәйду.
Әслидә гарнизон сийасий башқарма башлиқи хитай Қәшқәр почта идарисиниң башлиқи Чүҗаң хитайниң айалиға көйүп қалғаникән. Гарнизон сийасий башқарма башлиқи хитай Бай Ахунға өзидә Шең Шисәйниң мушу айниң 7-күни өзи қол қойған Мәхмут Муһитиниң адәмлири ичидики бир қисим мунапиқларниң исми йезилған бир мәхпий һөҗҗәтниң барлиқини, әгәр Мәхмут Муһити почта идарисиниң башлиқи Чүҗаң хитайни җазалап өлүмгә һөкүм қилип бәрсә, униң айалини өзиниң алидиғанлиқини, буниң бәдилигә у мәхпий һөҗҗәтни Мәхмут Муһитиға тапшуруп беридиғанлиқини ейтиду. Шундақ қилип Мәхмут Муһити һеч күтүлмигәндә өз әскәрлири ичидики мунапиқларниң исимлири йезилған Шең Шисәйниң мутләқ мәхпий һөҗҗитигә еришиду.
Мәхмут Муһити һөҗҗәтни ечип оқуп, йезилғанларға ишинәлмәй қалиду. Һөҗҗәткә Шең Шисәйниң өз имзаси қойулған болуп, Мәхмут Муһитиниң Үрүмчигә өгинишкә барған бир қисим муһим адәмлириниң исми йезилғаниди.
Мушу иштин кейин Мәхмут Муһити қоманданлиқ иштабида буниңдин кейинки ишларни өз алдиға мустәқил йүргүзүшкә имканийәт қалмиғанлиқини толуқ тонуп йетиду. Қандақ қилиш керәк?
Давами бар …
________________________________________
[1] Һәмдәмбәг Һаҗи: Хевир Төмүрниң (1922-1992) «Һәмдәмбәг һаҗи» мавзулуқ мақалисида тоқсулуқ дәп йезилған болуп, дадисиниң исми Ислам Һаҗи. У 1932-йили Төмүр Ели (1886-1933) билән бирликтә қозғилаң көтүргән. Һәмдәмбәг Һаҗи һәрбий илимда қабилийити бар, әқиллиқ вә наһайити батур болғачқа, у қоманданлиқ қилған җәң давамлиқ ғәлибә қилған. Шуңа әскәр вә хәлқ ичидә униң һәққидә қошақлар барлиққа кәлгән: «Қумулдин чиқти Хоҗам Нийзаҗи, Кучадин чиқти Һәмдәмбәг Һаҗи. Урушқа кирсә Һәмдәмбәг Һаҗи, қалмайду йавниң һеч бир илаҗи». Шең Шисәй Һәмдәмбәг Һаҗи қатарлиқларни Үрүмчигә апирип, бир мәзгил бир қоруға солап қойған. 1938-йили 12-айниң 9-күни 1-түркүмдики қирғинда өлтүрүвәткән.
[2] Абдуғопур (Шаптул) Дамолла: 1865-йили Пәйзиватниң Шаптул йезисида туғулған. Диний алим. Өз йезиси, Пәйзиват вә Қәшқәр ханлиқ мәдрисидә оқуған. 1903-йили а’илиси билән Қәшқәргә көчүп кәлгән вә Кепәк базири мәсчитигә имам болған. Һәҗ қилған. 1920-йили Өмәр Бай Ахунбайоф милләтләр мәҗлисиниң рә’иси болуп, вәзипә тапшурувелиш үчүн орунлаштурулған катта йиғилишта Абдуғупур (Шаптул) Өмәр Байға атап йезип кәлгән тәбрик сөзини меһманлар алдида өзи оқуған, шуниңдин кейин униң нами чиққан. Шең Шисәй һакимийәт бешиға чиқиш билән уни милләтләр мәҗлисиниң рә’исликигә тәйинлигән. У бир өмүр Шең Шисәйни вә униң аталмиш «алтә бүйүк сийасити»ни тәшвиқ қилған. Өлтүрүлгәндин кейин Шең һөкүмити униң дәпнә хираҗити үчүн 400 миң сәр өлкә пули аҗратқан, униң қурултайда сөзлигән сөзлирини китабчә қилип, 5000 нусха бастуруп тарқатқан.
[3] Мәшур Розийоф (Мәнсур әпәнди): Мәхмут Муһити билән көрүшүш җәрйани тоғрулуқ өзиниң «Уйғур земинида» намлиқ китабида: «биз көрүшүватқан чағда униң (Мәхмут Муһитиниң) муһапизәтчилириниң биригә вәкил Мәмәтнийаз Лйәнҗаңниң (Хоҗинийаз Һаҗиниң хизмәт тәкшүрүш гурупписидики адими) бир липапини йошурун тапшурғанлиқини муһапизәтчим қулиқимға шивирлиди» дәп йазған. Бу вәқә раст болса, Шең Шисәйгә қарши уруш башлаш пиланини Мәхмут Муһити билән Хоҗинийаз Һаҗи бирликтә пиланлиған болуши мумкин. Шундақла бу пилан Совет иттипақиниң җасуси Мәшур Розийоф тәрипидин сезип қелинип, Қәшқәр гарнизониниң генерали Лйу Биң вә Совет әлчисигә мәлум қилип қойуши билән ашкарилинип қалған болуши мумкин.