Choqan Welixanow uyghurlar heqqide-USY
Чоқан Вәлиханов уйғурлар һәққидә
(Һәбибулла Әли)
Бостан жорнили 1995-йиллиқ 1-2-сан
15-16-әсирләрдә Оттура Асийада әвлийаи-әззәм, мазайи машайиқларға болған етиқад һәддидин зийадә күчийип кәтти, һәтта айрим шәхсләргә, уларниң қәбрә-мәқбәлиригә чоқунуп сәҗдә қилиш, улар йолида қурбан болушни қандақтур «шәрәп» билиштәк һәрикәт вә һадисиләр йеңи-йеңи шәкилләрдә мәйданға чиқти, бәлки кәң көләмдә қанат йайди. Бу һал тәбиий һалда Шинҗаңниң җәнубиғиму қисилип сиңип кирип йейилишқа башлиди.
Имам Риза (әрәп) нәслидин дәп аталған ғоҗа Мәхдум (Мәхдум Әззәм) өзиниң әвлийа вә өлималиқ шөһритини Бухарада қазанған еди. У 15-әсирниң бешида Қәшқәргә келип, ханлар вә хан җәмәтиниң чәксиз иззәт һөрмитигә муйәссәр болди. Хәлиқ уни әвлийа дәп билип униңға етиқад вә еһтирам билдүрди. Шинҗаңниң җәнубидики һәрқайси йуқири тәбиқә кишилири униңға һәм униң аилә-тавабиат, әһли-әһйанлириға нурғун-нурғун мал-мүлүк, йәрҗай, пул-пүчәк совға қилди. Бу һапиз дунйаниң күчидә ғоҗа (ғоҗам)ниң иҗдимаийәттә тутқан орни бирақла көтүрлүп кәтти. Диний, сийаси, иқтисади тәсири қәвәтла мустәһкәмләнди… ғоҗа Мәхдумниң вапатидин кейин униң оғуллири- ғоҗа Имами Калан билән ғоҗа Исһақ Вәли атисиниң тәсиридә йүз тапти. Улар тәсәввуп (сопизим) тәлимати вә өзлирини йақлайдиған дини әқидиләрни кәң даиридә тарқитиш мәқситидә һәрқайсиси өз әтрапиға мурт, дәрвиш, муҗтәһид вә сопиларни топлиди. Кейинчә бу ака-ука иккәйлән әйни вақиттики Шинҗаң мусулманлириниң даһийси болуп қалди. Имами Калан билән Исһақ Вәлиниң өз алдиға топлиған тәрәпдарлири көпийип, бара-бара булар икки сийаси горуһ болуп айрилди. Имами Калан баш болған мәзһәп «Ақ тағлиқлар» (Қәшқәрдә), Исһақ Вәли баш болған мәзһәп ««Қара тағлиқлар»» (Йәкәндә) дәп аталди. (бу икки шәһәрниң һөкүмран даирлири алди билән баш болуп қошулуп, көпчиллик, авам-хәлқниң әнә ашу икки ғоҗам әтрапиға бөлүнүп горуһлишишиға түрүткә болди) тәбиийки ғоҗамларниң «улуғвар» намлири җәмийәт, идарә, мәмури вә сийаси ишларниң һәммисигә берип четилди.Чүнки җамаәт ишлири пүтүнләй дегүдәк шәриәт асасида маңғачқа, һәрқандақ бир мәсилини ғоҗамларниң һөкүми вә әмри билән бирйақлиқ қилишқа тоғра келәтти. Шундақ қилип ғоҗа әвлатлири һәм диний һәм мүлки идариләр (органлар)ниң әң алий дәриҗилик башлиқлири болушқа тайин тапти.
Күндин-күнгә күчийип бериватқан өзара җәңги җедәл, питнә еғва, диний тәсирдаирәталишиш нәтиҗисидә пүткүл җәнуби Шинҗаң сүний рәвиштә әнә шундақ икки сийаси горуһқа бөлүнүп кәтти, надан хәлиқ ким бәхтлик һайат вә саадәтлик ахирәтни вәдә қилса шуниң кәйигә худди бир қотан қой падисидәк әгишип кирип кетиверәтти, әзиз җанлирини пида қилишқа тәййар иди. Лекин һакимдарлар, мустәбит йуқири тәбиқә кишилири хәлиқниң азадлиқ, бәхитлик турмуш үчүн қиливатқан һәркәтлиридин наһайити әплик чариләр билән өзмәнпәәти үчүн пайдилинатти. Шуңа үзлүксиз давам қилған паракәндичилик һечбир мәсләксиз вә айиғи үзүлмәс талаш-тартиш, җаңҗаллар ақивәт чоң сийаси ғәвғаға айлинип, Алтә шәһәр даирсидә зор қан төкүлүш башлинип кәтти. Бу тохтавсиз урушлар нәтиҗисидә хәлиқниң иқтисади турмиши зәипләшти, түрлүк-түмән җаһаләтлик өрүп адәтләр вә мустәбит идарә тәртивидә уйғур мәдинийити зәипликкә учриди. Ички ташқи вәзийәт мурәккәпләшти, әмәлий күч хориди. Бара-бара әһвал шу дәриҗигә берип йәттики, бу икки диний вә сийаси гороһ идарисидики хәлиқләр бир-биригә қошулуп кәтмисун үчүн һәрқайси тәрәп кишилири алаһидә рәңлик вә шәкиллик кийим кийидиған болди. (мәслән: Қәшқәрдики Имами Калан аһалиси ақ қалпақ кийсә, Йәкәндики Исһақ Вәли аһалиси қара қалпақ кийиди.) Мана шу сәвәптин Қәшқәрвә Йәкән әтрапидики тағлар йаки йәрләрниң қурулушиға қарап, бу икки тәрәп кишилири «ақ тағлиқ»(ишқийәчиләр), «қара тағлиқ» (исһақийәчиләр) дәп атилидиған болди. Әнә шу «ақ тағлиқ» «қара тағлиқ» гороһлири оттурсидики қанлиқ паҗиәләр уйғур хәлқиниң муқәддәс тарихиға чүшкән әң һақарәтлик қара дағлардин болуп һесаблиниду.
Бу ички ғәвғалардин пайдиланған җуңғарлар[уйрат муңғул қәбилилири иттипақи, 17-әсирниң алдинқи йеримида уйратлар йәнә һәркәтләнди. Гәнсу әтраплирида, Қара Ертишта, Шәмәй әтрапида чечилип, көчүп йүргән уйратларниң чорус, торғаут (турғут), ғошут қәбилилири Қунтәйҗи (күнтәйҗи, қонтаҗи) башчилиқида тибәткә топланди. Шималий йақта қалған муңғул қәбилилирини батур Хартәйҗи бирләштүрди. 1659-йили бу қәбилиләр дини батур Сәнгә Сөйкәр дегән кишиләр башчилиқида җуңғарийәни-шималий Шинҗаңни ишхал қилди. Бу қурда көрситилгән төт қәбилиниң омумий нами «уйратлар»; ели (Алмалих), Үрүмчи, Барикөл, Имил(Тарбағитай) вә Қорқара Ос қатарлиқ җайлар «җуңғарийә» дәп атилип кәлгән.] Шинҗаңниң җәнуби қисмини нисбәтән оңай ишхал қилди. Дәрвәқә җәнуби Шинҗаңни ғоҗамларниң бир горуһ һөкүмранлирниң йардими билән өзигә итаәт қилдурди. Лекин шуниңлиқ биләнму хәлқниң ғоҗамларға болған иштийақи өчмиди. Чүнки надан авам-хәлиқ йуқири һөкүмран қатламларниң қаймуқтуриши билән пәқәт ғоҗамларла һәқиқи бәхит елип кәлгүчи ниҗадлиқ күч дәп қарайтти.
18-әсирниң ахирлирида Қәшқәр һакимдари Исмаил (қара тағлиқ тәрәптари) ақ тағлиқ ғоҗа нәслидин (Ишан Каланниң оғли) болған Һидайутулла (Аппақ ғоҗа) билән һөкүмранлиқ талишип икки оттурида муҗадилә күчәйди. Исмаил Аппақ хоҗини йәңди. Аппақ ғоҗа 1678-йили Кәшмир әрқилиқ тиббәткә берип, муңғул далай ламасиға әриз сунуп йардәм сориди. Далай лама Илида (Ғулҗида) турған җуңғар һакимдари Қонтәйҗи ғалданға қаритип буйруқ йезип бәрди. Аппақ ғоҗа бу буйруқни елип Илиға кәлди һәм Ғалданниң қошуп бәргән әскәрлирини әгәштүрүп җәнуби Шинҗаңға йол алди. Йол бойи Турпан һакимдарлири ханлар нәслидин болған Абдурешит өз әскәрлирини елип җуңғарларға қошулди. Қаттиқ җәңләрдин кейин Йәкәндә турған «Қара тағлиқлар» (қара тағлиқ ғоҗилар) Кәшмиргә қачти. Қәшқәр хани Исмаил аилисидикиләр билән әсиргә чүшти. Шундақ қилип ғоҗамларниң бир гороһиниң йардими билән җуңғарлар җәнуби Шинҗаңға бесип кирди. Җуңғарлар Аппақ хоҗини Қәшқәргә, Абдурешитни Йәкәнгә һакимдар қилип қойуп, нурғун олҗиларни, Қәшқәрханини аилиси билән елип елиға йенип кәтти. Алтә шәһәр хәлқи ғалданға селиқ (йилиға 400миң тәңгә вә башқа нәрсиләр) төләшкә мәҗбур болди. Лекин идарә тәртиплири вә апратлар илгирки һалитидә туривәрди. Җуңғарлар селиқ елиштин башқа ички ишларға көп арлашмиди.
Аппақ ғоҗа Абдурәшиттин һакимийәтни тартивелип өзини пүтүн Алтә шәһәргә хан дәп елан қилди. көп өтмәй хәлқ арисида «җуңғарларни әгәштүрүп келип, хәлқни азапқа дучар қилди.» дегәндәк Аппақ хоҗиға қарши наразилиқ күчәйди. Шуңа Аппақ ғоҗа дөләт ишидин истипа берип, өзи үстидә пәқәт дини-роһанийлиқ вәзипинила қалдурди. Исмайил ханниниң Үч Турпанидики иниси Муһәммәт Иминни чақирип өз орниға хан қилип қойди вә Аппақ хоҗа Муһәммәт Иминни җуңғарларға қарши ғазат қилишиқа дәвәт қилди. Муһәммәт Имин әскәр топлап җуңғарлар игәлләп йатқан текәс, йултуз әтирапиға туйуқисиз һуҗум қилип уларни һалакәткә учратти.нурғун олҗарми 30 миң муңғулини әсир елип йанди.лекин биртәрәптин орда ичидики ақ тағлиқ җоҗиларниң питинә пасатлиди, иккинчи тәрәптин җуңғарларниң өч елишқа тәййарлиниватқанлиқ хәвири муһәммәт имнини таққа чиқишқа мәҗбур қилди. көп өтмәй өз адәмлирниң бири тәрипидн (әлвәттә қарши тәрәпниң тапшурқи билән) қәтли қилинди. буһал шуни көрстидики Аппақ хоҗа вә униң тәрәпдарлири хәлиқнң наразилиқини беисиқтуруш үчүн мана мушундақ сийаси тактика қолланған. Муһәммәт Имин өлтүрүлгәндин кейин йәни 1680- йилларда Аппақ хоҗа һакимийәтини қолиға елип өзини йәнә хан дәп елан қилди. Аппақ хоҗа өлгәндин кейин 1710-йиллири хоҗамлар нәслидин бир айал(ханим падшаһ)ханлиқ талашти. Муртларниң йардими билән оғли мәһдигә ханлиқ елиш мәқситидә Аппақ хоҗиниң оғли йәһйани қәтли қилдурди. Аппақ хоҗиниң кичик оғли Әһмәт хоҗа таққа қичип қутулди. Андин ханим падшаһму шу муритларниң бир горуһиниң қолида қәтли қилинди. Пурсәтин пайдиланған Муһәммәт Имининң иниси Муһәммәт Момин (Ақ Баш хан йаки Исмаил ханиниң йәнә бир иниси) өзини хан дәп илан қилди, Ақ Баш хан Хоҗәниттә қачқунда йүргән қара тағлиқ хоҗларидин болған Данийал хоҗини чақиривалди. Қәшқәрхәлқи Аппақ хоҗини омумән Имами Калан нәслини көп һөрмәт қилатти, шуңлашқа Әһмәт хоҗини хан қилип тикилиди. Қәшқәр вә Йәкән оттурсида йәнә қанлиқ паҗәләр әвиҗәалди. Ақ тағлиқ хан тәрәпдарлири қирғизлар билән итипақ түзүп, Йәкәнни муһасрә қилди. Ақ баш хан Хоҗамәһди билән Һиндистнға қачти, Йәкәнгә қирғиз Һашим һаким болди. Һашим башлиқ қирғизлар әмдиликтә «Қара тағлиқлар»ға (Данийал хоҗға) йан басти, узақ мудәтлик қанлиқ паҗиәләрдин кейин Данийал хоҗа барлиқ Йәкән вә хотән вилайәтлиригә игә болуп Қәшқәрни ишғал қилишқа тәййарланиди. шу чағда Муһәммәт Имин башлиқ Қәшқәрликләрниң җуңғарларға бәргән қаттиқ зәбисигә җавабән өч елиш мәқисдидә җуңғар һакимдарлири Алтә шәһәргә қарап маңди. Данийал хоҗа башлиқ қара тағлиқ горуһиниң һакимдарлирини өзлиригә майил қилип, улар бирлишип Қәшқәргә һоҗум қилди. Қәшқәр хәлиқи қәһриманлиқ билән өзшәһәрни һимайә қилди. Узун мудәтлик җәңләрдин муһасирдин кейин Қәшқәр ахири тәслим болиди. Җуңғарлар қозғилаңиға паал қатнашқанларни қаттиқ җазалиди. Әмди җуңғарларниң йардими билән қара тағлиқ хоҗилар һөкүмран орунға өтти. Җуңғарлар олҗа елип, хәлиқни булап – талап, мал дунйаға ғәриқ болуп, һәр икки тәрәпиниң хан ( хоҗилирни ) аилири билән Илиға елип кәтти буниңдин мәқсәт биринчидин хоҗиларни гөрөрә тутуп, хәлиқниң җуңғарларға қарши җәң қилмаслиқини тәмин етиш. Иккинчидин Алтә шәһәрни өзлиригә техиму итаәт қилдуруш иди. Ғалдан өлгәндин кейин орниға Сабан Арабтан һакимдар болди. Һәм 1720-йили Данийал хоҗини пүтүн Алтә шәһәргә һакимдар қилип әвәтти Данийал хоҗа Йәкәнини пайтәхит қилип Алтә шәһәргә һәммә җайилириға өз тәрәпдарлиридин һаким вә башқа әмәлдарлирини тәйинилиди. Данийал хоҗа өлгәндә, униң орниға җуңғар һакимдарни Халдан Данийалниң төт оғлини төт шәһәргә һаким қилип тәйинлиди. ( Йәкәнгә хоҗа җаһан, Ақсуға айуп хоҗа, Қәшқәргә Йүсүп хоҗа, Хотәнгә Абдулла хоҗа, һаким болушти. ) Шу күнләрдә ( 1750- йиллири ) бир тәрәптин җуңғалар арсида ханлиқ талишиш асасида ички маҗралар күчәйди. Җуңғарларниң бир тәрәпи (Амур санлиқ башлиқ ) манҗу хани Буғда ханидин йардәм сориди. иккинчи тәрәпитин хәлиқ үситидики еғирчилиқлар, җуңғарларниң елиқ-селиқ ахирқи чәккә йәтти…
Қәшқәр һакимдари Йүсүп хоҗа башлиқ ханлиқ дөлити қоруш тәййарлиғи башланди. һәрби истһкамлар қорулуп әскири күчләр тәййарланди. бу һәркәткә Йәкән һакимдари (хоҗи ) қошулди. Ақсу чоңлиридин Абдулла Ваһап, вә Үч Турпан һакими хоҗа Сидиқ аслиқ қилди. Булар җуңғар һакимдарлириға Қәшқәр һакимдари башлиқ боливатқан тәййарлиқ пиланини мәлум қилди. Җуңғарларниң йол йориғи билән йәнә шулар Қәшқәр ишик ағиси ( муавин һаким )Худа Йар бәргини вә Атуш беги Абдусаттарни дәй-дәйгә селип Йүсүп хоҗини қәтли қилиш йолиға чүшурди. Бу суйқәстлик пилан Қәшқәр һөкүмитигә мәлум болуп қелип Худа Йар бәг өлүм җазасиға һөкүм қилинди. Абдусаттар болса қечип қутулуп Илиға келип җуңғарларға әһвални ейтти. Җуңғарлар Алтә шәһәргә нурғун әскәр әвәтмәйла ( у күнләрдә җуңғар һакимлири өз ичидә итипақсизлиқ вә җидәл ғовғалар билән болуп кетип, уйғурларниң исйанини басқудәк күчкә малик әмәс иди. ) Бир аз сақчи билән вәкилләр өмиги әвәтти. Вәкилләргә җуңғарларға ишәнчилик кишләр йардими билән хоҗиларни тутуш, қалған селиқларни йиғиш тапшурулғанди. Вәкилләр Куча арқилиқ Йәкәнгә барди, һәм һаким Әзиз бәгиниң йардими билән Җаһан хоҗини тутуп бағливалди, шу арида Йүсүп хоҗиниң мураҗити билән Қәшқәр вә Хотән хәлиқи қозғилаңға атланди. Җуңғар вәкиллирни вә уларниң сетилғанларни гумран қилип Җаһан хоҗини бошитивалди. Җаһан Хоҗиниң мөмин, көңүл чәкликидин әзиз бәгкә охшаш кишиләр бәнила җазаланмай қалди. вәһаләнки хәлиқ буларни җазалашни қаттиқ тәләп қилғаниди. Шу чағларда манҗулар (чиң суласи һакимийи ) Шинҗаңниң ички ишлириға паал арлишип, бәнә мурәссә йүргүзүшкә башлиғаниди. «униғанға йониған» дигәндәк, җуңғарийәдә йеңи һадисләр пәйда болди. Җуңғар һакимдарлиқидин ханлиқ талашқан амор сана Беҗиңға берип Буғда хандин йардәм сорап, манҗу әскәрлирини әгәштүрүп Илиға елип кәлди вә 1750-йиллири болған җәңләр нәтиҗсидә һакимийәтини өз қолиға алди. Алтә шәһәрни қайта ишғал қилиш үчүн һәркәт қолланди. 2һмәд хоҗиниң тутқунидики оғуллири Бурһанидин хоҗа вә хоҗилирини илғар( ирән қабурғидин ) кәлтүрүп, уларға һакимдарлиқини вәдә қилип өзигә майил қилди. Муңғул, манҗу вә башқа милләтләрдин әскәр йиғип Бурһандин билән (у чағда иниси гөрәгә елип қелип ) Алтә шәһәргә атландурди. Ақсу вә Үчтурпан һакимдарлири Бурһанидинға қошулди. Қара тағлиқ хоҗилар Йәкән, Қәшқәр, Хотән хәлиқидин һәм қирғизлардин әскири күч топлап Бурһандинға қарши атланди. Қирғизлар билән ақ тағлиқларниң чоңлириниң бир қисми хаинлиқ қилип Бурһандин тәрәпкә өтүп кәтти. Урушта җуңғаларға вә манҗуларға қол чомақ болған Бурһандин вә башқа һөкүмран қатламларниң күчи ғалип келип, «Қара тағлиқлар» чикиншикә мәҗбур болди. Шу күнләрдә вапат болған Йүсүп хоҗа орниға Абдуллахоҗа һакимдар болған вә Бохоҗа өз инси Молан хоҗа башчилқида Ақсуға адәм әвәткәниди. Ақсудики мәғлубийәттин кейин Молан хоҗа, Йәкйа хоҗа (Җаһан Хоҗиниң оғли ) бирликтә Қоқанға қачти. Йәкән хәлиқи Җаһан Хоҗа рәһбәрликидә қозғилаң көтурди. Улар Бурһанидин хоҗини қорчақ қилип кәлгән манҗу вә җуңғар әскәрлири билән қәһриманларчә җәң қилди. Бурһанидин хоҗа манҗу әскәр башлиқлириниң тәлвие билән Җаһан Хоҗисиға хәт йезип, манҗуларға тәслим болушқа үндиди. Җаһан Хоҗа хәлиқниң қәте тәлипи билән бу тәклипни рәт қилди. Вә «ахирқи тамчә қенимиз қалғичә җәң қилимиз» дәп җавап қайтурди.
Йәнә шу Йәкән һакими Әзизбәг шикаға Нийаз бәгләр техиму чоң мәнсәп вә инам елиш үмүди билән (уларға манҗулар тәрпидин шундақ мәнсәпләр вәдә қилинған иди) дүшмән тәрәпкә сетилди. Булар җәңләр раса қизип, дүшмәнләр һалакәткә учирап чекинишкә аз қалған һалқилиқ пәйиттә җәңчиләр арисида алақзадилик пәйда қилди. Улар өзлири арқисиға бир топ турақсиз, мәһсиләтсиз кишиләрни әгәштүрүп қачти, һәм шәһәр дәрвазисини ечивәтти. Нәтиҗидә манҗу вә җуңғар әскәрлири шәһәр ичигә сәлдәк елип кәлди.
Йол башчисиз қалған җәңчиләр тери-перәң болуп петирап кәтти Йәкән тәслим болушға мәҗбур болди. Шундақ қилип 1755 – йиллири йәнә ақ тағлиқ хоҗиларни вастә қилип, Алтә шәһәрни манҗу, җуңғалар ишғал қилди, шу чағларда йәнә җуңғарлар билән манҗуларниң арисму бузүлди. Амурсана манҗуларниң кучи билән һакимийәткә игә боливелип өзигә куч топлиди вә манҗу әскәрлирини тармар қилди. Манҗу ханлиқи җуңғарлардин интиқам елиш баһаниси билән наһайити көп, хил қоралланған әскәрләрни әвәтти. Җуңғар ханлиқи бир тәрәптин Шинҗаң хәлқинң азадлиқ көрәшлири, йәнә бир тәрәптин өзлириниң ички маҗиралири сәвәбтин бәкла зәипләшкәнди, пурсәттин пайдиланған манҗу қошунлири җуңғарийә земиниға бесип кирди. Җуңғар (моңғул)ларни қирғин қилди. Амурсана өз йеқинлири билән Росийәгә қачти қечип үлгүрәлмигән муңғуллар қирип ташланди. (Шу қетимда бир млийондин ошуқ моңғул қирғин қилниған) Шинҗаң хәлқи манҗу – моңғуллар ишғалийитгә қаттиқ нарази болди вә Бурһанидин башлиқ хоҗиларни өзлириниң манҗу пәрәслик сийаситини өзгәртишкә мәҗбур қилди.
1756 – йиллиридин башлап Бурһандин вә хан хоҗилар башчилиқида уйғур хәлқиниң манҗу һакимийитигә қарши қозғилаңлири башланди, үч йил давам қилған көрәш нәтиҗисидә манҗу басқунчилири бир қанчә қетим йеңилип чекинди вә җәнуби Шинҗаң хәлқи азадлиқ туғини қариди. Шуниң билән бир вақитта шимале Шинҗаңни һәм азад қилшқа һәркәтләнди. Лекин, бир тәрәптин хоҗамларниң ички җәһәттики идарә тәртипсизлиги гороһвазлиқ көрәшлири вә уйғур хәлқи үсидики еғирчилиқларниң йәниму күчийип кәткәнлиги көрәш ирадиниң бошишип зәиплишшигә сәвәб болди. Йәнә бир тәрәптин манҗу мустәмликчилири кәң көләмдә һәрбе күч топлиди. Вә һәр қачан тәййар турғанлардин пайдиланди, нәтиҗидә 1758 – йили манҗу генирали Җавхуй муавин генирал Фуди башчилиқида бесип киргән зор қошун Шинҗаңни һеч күчимәйла игәллиди. Шуниңдин башлап Шинҗаң хәлқи 78 йил һөкүм сүргән җуңғарлардин қутулуп манҗу һөкүмранлиғиға тутулди.
Мәғлубийәткә учирап қачқан Шинҗаңдики хоҗа әвлатлирндин Бурһанидин вә хан хоҗилар башчилиқидики төт хоҗа Бәдәхшанға барди. У йәрниң һакимдари султан шаһ манҗуларға хошамәт қилип һәм өз тәсирдар изини кеңәйитиш мәқистидә хоҗиларни тутуп өлтүрди, уларниң башлирини арқилиридин қоғлап кәлгән манҗуларға тәғдим қилди. Қалған төт хоҗа җәңләрдә шәһид болди. Аппақ хоҗа нәсилидин болған Бурһанидининиң йаш оғли Самсақ хоҗа қечип қутулуп аилә вә йеқинлири билән Қоқан ханданлиқиниң һимайисигә йеривалиди. «19-әсрниң алдиниқи йеримида Қоқан вә Мәрғиланға қечип барған Қәшқәр хоҗилириниң әвладилири 800кишдин ешип кәтти.» («Вәли Ғабоп әсәрлири 1958-йил Алмута нәшри. 52бәт ) манҗу һакимдарлири қозғилаңға қатқашқанларға қаттиқ җаза чарилирини қоланди. Хәлқ үстдики елиқ- селиқ, алван йасақ һәдидин ашти азадлиқ қозғилаңлирида җан пидалиқ көрсәткәнләрни манҗулар ениқлап чиқип «хәтәрлик унсурлар» тизимлигигә алди…
Манҗу залимлириниң зулимиға чидимиған Шинҗаң хәлқи йәнә қозғилип, җәң мәйданлириға муқәддәс қанлирини төкүшни давам әткүзди. 1765-йиллири Үчтурпан хәлқи азадлиқ туғини көтүрүп чиқти. Манҗу әмәлдарлирини, сақчи вә әскәрлирини тармар қилип шәһәр вә пүтүн наһийни азат қилди. Ақсу вә Кучадин әвәтилгән манҗу әскәрлириму йеңлип қачти. Әмма бу қозғилаңға Шинҗаңниң һәммә җайлири бирдәк иштрак қилалмай қалди, чүнки қозғилаңниң тәшкили рәһбәрлики вә ениқ программиси йоқ иди. Шуңа музартини ешип өткән 10 миң манҗу әскәри Үчтурпанни муһасиргә алди. Үчтурпан хәлқи қәһриманларчә мудапийә түзүмини давам қилған болсиму, лекин үч ай муһасридин кейин ач йалаңғачлиққа дучар болған шәһәр йеңилди. Шәһәргә бесип киргән басқунчилар билән хәлиқ ахирқи минутиқчә қәһриманлиқ көрситип җәң қилди. Чиң һөкимитиниң әмири билән буларниң орниға һәр қайси җайлардин аһалә көчүрүп келип җайлаштурулди, шуниңдин кейин 60 йилиға йеқин вақит ичидә Шинҗаңда кәң миқийасда азадлиқ һәрикити болмиғини билән ушшақ-чүшәк, уйәр-буйәрләрдә қозғилаңлар болуп туриди. Манҗу һакимийити барғансири қаттиқ қоллуқ сийасәт йүргүзди, хәлиқиниң иқдисади вә җисманий күчи билән сепил истиһкамларни көпәйтип, хәлиқ үстидики селиқ, алваң йасақларни күчәйтти. Хәлиқниң иқдсади турмуши күндин күнгә йаманлашти. Һәр йили йүзлигән, миңлиған кәмбәғәл мәдикарлар оқәт изләп җан бақмақ үчүн Оттора Асийаға ешиқа башлиди. Гөдәк Самсақ хоҗа чоң болди. У атисинң инитиға минивелиш нийитидә тәшвиқат елип берип күч йиғди. Алтә шәһәр хәлқиниң хоҗамлириға болған идиқади техи сақланған иди, болупму кейинки җәңләрдә қурбан болған хоҗамларниң хатирси хәлиқтики бу идиқатини йәниму күчәйиткәнди, шуңлашқа хәлиқ хоҗамларниң келишни вә өзлиригә йетәкчилик қилшни күтәтти. 1816-йили қаратағлиқ Зийавудун башчилиқида қозғилаң көтүрүлди, қирғизларниң бир қисми қозғилаңға қошулди. Қаттиқ җәңләрдин кейин қозғилаңчиларниң күчи аҗиз келип мәғлубийәткә үчириди. Зийавудун җәңдә шәһид болди. Униң бир гөдәк оғлини манҗу әмәлдарлири Беҗиңға елип кетип балағәткә йәткәндә дарға асти. Бу вәқә хәлиқниң қаттиқ ғәзәп-нәпрәт отни лавулдатти. Қәшқәрийә хәлқи тақәтсзлик билән азадлиқ һәриктинң башлишини, Самсақ хоҗиниң келишини күтәтти, 1820-йили Самсақ хоҗа вапат болди. (Шу йили Қоқан хани Өмәрбу вапат болғанди. ) Самсақ хоҗиниң Мәдйүсүп хоҗа, Баһавудун хоҗа вә Җаһангир хоҗа дигән үч оғли бар иди, Җаһангир хоҗа зәрдилик, зерәк, қабил вә тәшкилатчи болуп йетишип чиқти, Шинҗаңдин чиққан уйғурларға-мәдикар, оқәтчиләргә, өзбик, таҗик, қирғиз хәлиқниң йардими вә тиләк дашлиқиға тайанған Җаһангир хоҗа Қоқан ханниң рохситисиз Тәңри теғиға қечип чиқити. (Чүнки у чағларда Шинҗаң билән Оттора Асйа арисида қиззиқ кетиватқан сода алақиси урушлар нәтиҗисидә суслашқанди. Қоқан ханлиқи Шинҗаң арқилиқ манҗу ханлиқи билән кәң көләмдә сода алақси йүргүзүватқанлиқидин толиму миннәтдар иди. Манҗулар болса бундақ содидин мәнпәәтдар болуштин башқа хоҗамларниң хәтәрлик күч икәнлигини биләтти вә бу күчни пәқәт Қоқан ханлири оттурсда путум һасил қилниғаниди. Бу келишмдә Қоқан хани Өмәр хоҗиларни боҗи қилип өз пайдисини тәмин әтти, келишим бойичә хоҗа әвлатлирини даимлиқ тәқип астида тутуп туруш бәдилигә манҗу ханлиқи һәр йили 200 йамбу төләп турди. Шуниң билән Қоқан һөкүмити хоҗамларни Қәшқәрийәгә әвәтмәй, техиму чиң тутидиған болғанди.) һәм шу йәрдә күч топлиди. Қоқан ханлири манҗу тәрәптә болсиму, хәлиқ қозғилаңчилар тәрәптә болғачқа, хәлиқниң наразилиқидин қорқуп Җаһангир хоҗиға қарши қаттиқ вә қәтти чарә көрәлмиди, Җаһангир хоҗа уйғур, өзбик, таҗик, қирғизлардин күч топлап 1825-йили Қәшқәргә биринчи қетим һуҗум қилди. Лекин Җаһангир хоҗиниң күчиниң аҗизлиғи, манҗуларниң айғақчлар арқилиқ әһвалидин хәвәр тепиши нәтиҗсидә Қәшқәрни алалмиди. Җаһангир хоҗа Тәңри теғиға чекинип, қайитидин күч топлашқа киршити. Қәшқәр әтрапида қозғалған хәлиқтин йеңи күчләр қошулди. Манҗу һакимийити қоғлашқа әвәткән 500 әскәр бир тағ қисличлиғда Җаһангир хоҗа әскәрлири тәрипидин қоршавға елининди һәм тамам қирип ташланди. Буларниң қораллири билән қоралланған қозғилаңчиларниң күчи һәсиләп ашти, пухта тәййарлиқтин кейин 1826-йили әтийазда Җаһангир хоҗа йәнә ләшкәр тартип Қәшқәргә йәнә атланди шу чағдики җәнуби Шинҗаңиниң һәрби вә дөләт һакимдари (Җаңҗүн) ниң бивастә қоманданлғида қозғилаңчиларға қарши манҗу әскәрлири чиқти, қаттиқ җәңләрдин кейин манҗу әскәрлири йеңлип қачти вә Гүлбағ (Йеңи шәһәр) сепилға бекинивалди.
Қәшқәр вә Қәшқәр әтирапидики пүтүн хәлиқ қозғилип Җаһангир хоҗа сепигә қошулди, техи тәҗирбисиз, йумшақ көңүл, тәқвадар вә йаваш Җаһангир хоҗа манҗучә рәсләргә нисбәтән қатттиқ сийасәт қолланмди, шундақла пүтүн Алтә шәһәрни азат қилиш йолида қәти вә тез чарә көрмиди. Җаһангир хоҗа башчилиқида Қәшқәр азат қилинғандин кейин Қоқан хани «йардәм беримиз дәп» 15миң әскәр әвәтти. Қоқан ханнниң мәқсиди шуниңдин ибарәт едики, Җаһангир хоҗа Қәшқәрни игәллигәндин кейин манҗулар бәрибир өзлиригә илгирикидәк муамилә қилмайдиғанлиқини вә ишәнмәйиғанлиқини биләтти. Шуңа болар иш болғандин кейин Алтә шәһәрни өз тәсиридә тутуш вә өзбәк хәлқиниң уйғур хәлқигә йардәм қилишини тәләп қилған әпкари омумийәсини хатирҗәмләндүрүш йүзсидин Қәшқәргә әскәр әвәткәнди, лекин Қоқан әскәрлирниң башлиқлири олҗа елиш, булаң-талаң қилиштәк тәртипсизликләр билән мәшғул болғачқа хәлиқ нарази болди. Шуңлашқа Қоқан әскәрлири аран 12күн турупла 70 күн муһасиридә турған манҗу әскәрлири тәслим болди. Уларниң нурғунлиғанлири җәңдә өлтүрүлди, қалғанлири өлүмдин қутулуш үчүн Ислам диинни қобул қилип иман ейтти. Йоқурда көрситип өтүлгән тарихи вәқәләргә, болупму 1750-йиллиридин кейинки (манҗулар истиласидин кейинки) дәврләргә тохтилип қисқчә мулаһизә қилип көридиған болсақ йәнә шу нәрсә ениқ болуп қалидуки манҗу ханлиқи Шинҗаңни пүтүнләй өз илкигә алғандин кейин йәнә қанаәт қилмай, ғәрипкә қарап кеңәйтмәкчи болған болсиму, лекин бу суйиқәстини әмәлгә ашуралмиди. Чүнки шу чағдики Шинҗаңниң ички –ташқи вәзийити буниңға задила йар бәрмәйтти. Тохтавсиз рәвиштә, уйәр-буйәрләрдә болуп турған хәлиқ қозғилаңлири манҗуларниң Шинҗаңдики әмили кучини хелила хоритивәткәнди. Мәсилән:1825-1827-йиллиридики Җаһангир ғоҗа башчилиқида елип берилған уйғур хәлиқ қозғилиңи буниңға далил. Буниңға Чоқан мундақ дәп йазған:«Җаһангирғоҗа қозғилиңидин кейин шуңғичә Асийиа хәлқи алдида ‹йеңилмәс күч›булуп кәлгән манҗуларниң карамити ашкара булуп қалди, Қәшқәр вәтәнпәрвәрлириниң роһи көтүрүлүп, өз вәтининиң мустәқиллиқи вә хәлқиниң әркиниликини қайтуруп елишқа йеңидин-йеңи ишәнч пәйда қилди.» Җаһангир ғоҗа қозғилиңидин кейин Қоқан ханлиқи билән манҗулар оттурсидики шәртнамә бузулуп, қоқанлиқлар Шинҗаңдики мәнпәәтидин айрилип қалди. Қәшқәр хәлқиниң азатлиқ һәркәтлиридин пайдиланған Қоқан хани-Мәдәли хан(Муһәммәт Ели хан) Җаһангирғоҗамниң акиси Мәдйүсүпни хан қилип тикләш мәқситидин 1830-йили манҗуларға қарши«ғазат»елан қилди. Буқетим қозғилаңчилар ғалип килип манҗулар һалакәткә учириди. Лекин шучағдики Бухара вә Қоқан ханлири арисидики адавәт, зиммисидин зулум вә еғирчилиқ чүшмигән Шинҗаң хәлқиниң Қоқан һакимийитигә сәмимий итаәт қилмай қойғанлиқи сәвәплик Қоқан ханлиқи манҗулар билән йәнә(қайта)путүмгә кәлди.
1846-йили Қоқанда башланған ички ғәвға дин пайдиланған ғоҗа әвлатлири 1847-йили Қәшқәргә һуҗум қилип Қәшқәр шәһирини игилиди. Бумаҗра Шинҗаң тарихида «йәттә ғоҗа йеғилиқи» дәп аталди. Лекин, ғоҗа әвлатлириниң һөкмиранлиқи узаққа бармиди. Сәвәби ғоҗа әвлатлири хәлиққә зимин егилиригә йан бесиш орниға өзлириниң шәхсийәтчилик вә нәпсанийәтчилиги биләнла булуп кетип, хәлиқниң нәзиридин чүшүп, ишәнчидин қалғаниди. Шуниң билән ақивәт һалакәткә учириди.
Чоқан Шинҗаңниң өткән дәвирләр тарихини байан қилиш билән биргә йәнә1857-йилқи вәқиәниму толуқ қилип тәсвирлигән.
У өзиниң илми тарихи әсәрлиридә Шинҗаңдики сийаси, иҗтимаи һәрикәтләрниң дини һәрикәтләр билән чәмбәрчәс бағлинишлиқ екәнликини толуқ испатлап өткән. Лекин шуни әстин чиқармаслиқ керәкки, Чоқан Шинҗаңниң шу заманлардики сийаси турмушида ғоҗа әвлатлириниң тутқан орнини көрсәткәндә, бу мәсилини қозғилаңниң асаси күчи болған хәлиқтин айривәтмәйду, әксичә ғоҗа әвлатлириниң өз һакимийитини тикләш йолидики һәрикәтлири уйғур хәлқиниң манҗу истибидадин қутулуш йолида башлиған һәрикити билән тоғра килип қалди дәп чүшәндуриду. У өзиниң Қәшқәргә қилған сайаһитидин кейин йазған мақалилиридә вә рәсмий һөҗҗәтлиридә Шинҗаңдики тарихи вәқәләрни әнә шундақ тәһлил қилиду. Чоқан Шинҗаң хәлқиниң бу қозғилаңлирини қандақтур«ғәвға»әмәс, бәлки езилгән милләт вә езилгән хәлиқниң әзгүчи һаким милләткә қарши һәқиқий азатлиқ күриши дәп қарайду.
Чоқан уйғур хәлқиниң сийаси вә әркинлик йолида елип барған күрәшлиригә қериндашларчә сәмимий һесдашлиқ қилиду. Шуңлашқа у:«Қәшқәр хәлқиниң асаси хусусийәтлиридин бири- уларниң вәтәнпәрвәрликидә»дәп йазиду.
Чоқан 1864-йили йазған бир мақалисидә йәнә мундақ дәйду:«қандақла болмисун һәр бир хәлиқниң өз йолида тәрәққий етиши үчүн керәклик нәрсә- өзини өзи һимайә қилиш, өзини өзи идарә қилиш ….»
17-әсирниң йеримиға кәлгәндә манҗулар пүтүн җуңгода һакимийәтни қолиға елип ғәрби дийарға көз тикиду. Әнә шу сийасәт турткисидә улар 1757-йили муңғулларниң көпчиликини қирип ташлап, җуңғарийини бесивалиду вә шу йили Шинҗаңниң җәнубидики кәң районларниму өз илкигә елиш үчүн һәрбий һәрикәт башлайду, лекин уйғур хәлқи манҗуларға қарши икки йилғичә қаттиқ тиркишип күрәш елип бариду, оттуридики һәрбий күч селиштурмисида пәрқ зор болғачқа манҗулар 1759-йили Шинҗаңниң җәнуби қисминиму ахири өз тәсир даирисигә еливалиду.
Манҗуларниң җуңғарийә билән җәнуби Шинҗаңни шунчә тез ишғал қилалишиға уларниң қандақтур «күчлүк»болғанлиқидин әмәс, бәлки шу чағда Шинҗаңда мәркәзләшкән қудрәтлик һакимийәтниң болмиғанлиқи, әксичә Шинҗаңниң бир нәччә чоң кичик вилайәтләргә бөлүнүп парчә-парчә ушшақ йәрлик бәглик һалитидә турғанлиқи сәвәп болғаниди. Бу бәгликләр оттурсида өз ара иттипақсизлиқ, мәсләксиз, айиғи чиқмас җәңги-җедәлләр болуп туратти. Җуңғарийә йаки җәнуби Шинҗаң районлирида мәркәзләшкән хәлиқ һакимийити йаки хәлиқ өмлики йоқ еди.
Манҗу ханлиқи идарисидики җуңго хәлқи оттура әсир феодаллиқ мунасивәтлири асасида йашап, иқтисат вә мәдәнийәт җәһәттә хелила арқида қалғаниди. Шуңа бу әлдә әксил һәрикәтлик, хурапатлиқ, наданлиқ вә мустәбит һакимийәтчилик чоң орун елип кәлди. Манҗу һакимдарлири өзлирини қандақтур«ғоҗа»вә «али дәриҗилик»милләт дәп, Шинҗаңдики кәң уйғур, қазақ, қирғиз, хуйзу қатарлиқ милләтләрни «қул» һесаплап кәлди. Манҗу һөкмиранлириниң езиш шәкиллири түрлүк-түмән йоллар билән маңди. Пәқәт сода-сетиқ ишлиринила елип ейтсақ, манҗу ханлиқи манҗу содигәрлиригә кәң һоқуқларни берип, уйғур вә башқа милләттин болған содигәрләргә әркинлик билән сода-сетиқ ишлири елип беришиға имканийәт бәрмәйтти…. Манҗу мәнсапдарлириниң чоңдин кичикигичә һәммиси йәрлик хәлиқләрниң ушшақ вә оттурһал содигәрлирини булап-талап, йалмап йутуп кәлди. Һәрбир манҗу әмәлдарлири һәрқандақ йәрдики уйғур содигәрлириниң дуканлиридин мал алса һәқсиз тартивелишқа йаки ашханилиридин тамақ йесә һәқсиз йейишкә өзлирини толуқ һоқуқлуқ дәп һесаблайтти. Бу һәқтә мәшһур сәййаһ вә алим Чоқан Вәлиханов мундақ йазиду: «манҗу мәмурлири хәлиқни талайду, маллирини тартивалиду вә һақарәт қилиду… Дуканлардин малларни һәқ төлимәй алиду вә ашпузулларда һәқ төлимәй тамақ йәйду…». шуниң билән биллә манҗу һакимдарлири әшәдди парихорлар болуп, улар һечқандақ ишни парисиз қилмайду. Бу парихорчилиқтин уйғур әмгәкчилири толиму хорлуқ көрәтти. Чүнки уларниң парә беришкә чеғи йәтмәйтти вә өзиниң һәқлиқ сөзини һечйәрдә өткүзәлмәйтти, шуңлашқа уйғур хәлқиниң «бегиңгә йәткичә белиң уштулар» дегән мақали әнә шундақ еғир турмушни ипадиләйду. Шинҗаңни идарә қилиш ишлири пүтүнләй манҗу һөкүмдарлириниң қолида болуп, улар һәрбир мәнсәп орнини парисиз бәрмәйтти. Кимниң пули көп болса мәйли у қандақ адәм болсун мәнсәпни шуниңға сетип берәтти. Бу һәқтә Молла Муса Сайрами мундақ дәп йазиду:«қәйәрдә би нам, би нишан оғри қимарваз вә сәргәрданлар болсиләрму пул бәрсила мәнсәп бәрдиләр… хотәнлик Рустәм бәгдин икки миң йамбу алип йар кәнтигә һаким қилди, Сайит бәг бирмиң бәшйүз йамбу берип Ақсуға һаким болди…»
(«Тарихий әминийә» 42-43-бәтләр)
Уйғур Хуйзу вә башқа езилгән хәлиқләр манҗу мәмурлири тәрипидин һәр түрлүк хорлуқларни көрәтти. Бирәр манҗу һакимдари келиватқан болса, олтурған болсаң орниңдин туруп, атлиқ болсаң аттин чүшүп тазим қилип турушиң керәк иди. 2гәр бирәр сәвәп билән ундақ қилалмисаң манҗу сени халайиқ оттурисида һақарәт қилип қамча астиға алатти. «Әгәр атлиқ кетип барған уйғур манҗуни көргәндә аттин чүшмисә манҗу уни урушқа өзини һәқлиқ дәп қарайду»(Вәлханов әсәрлири.353-бәт) буниңдинму еғир хорлаш шу болдики, әгәр манҗуға уйғур йаки хуйзуниң қизи вә хотуни йеқип қалса, у манҗу шу замат зорлуқ билән тартивалатти. Бундақ вәһшийликләрниң мисали аз болмиди. Буниңдин ташқири манҗу мустәмликичилири өзлириниң һәрбир қәдәмлиридә уйғур хәлқиниң ички турмушини, өрп-адәтлирини вә дини етиқадини бузуп айақ асти қилип кәлди. Бу миллий езишләрниң әң дәһшәтлик шәкли иди. Бу тоғурилиқ Вәлханов мундақ йазиду:«манҗулар…шәһәрләрни талайду, атлири билән ашлиқларни чәйләйду, мәсчит вә мазарларни бузиду. Хотун қизларға зорлуқ қилиду.»(Вәлханов әсәрлири.44-бәт) .
манҗу мустәмликичилири уйғурларниңла әмәс, бәлки башқа езилгән хәлқләрниңму миллий тәртиплирини бузуп, хорлап кәлди. Хуйзуларни узун чач қойушқа қизлирини манҗуларға әргә беришкә мәҗбур қилди. Умумән манҗулар Шинҗаңниң мәдәний тәрәққийати үчүн һичқандақ иш қилмиди. Шундақ қилишини һичқачан ойлапму бақмиди. Әксичә, уйғур хәлқиниң әслидин бар болған мәдәнийитини дәпсәндә қилип өз һакимийитини«мәңгү» сақлап қелиш мәқсиди билән уйғур вә башқа езилгүчи хәлиқләрни наданлиқта, қараңғулуқта тутуп кәлди. Уйғурларниң өз ана тилида мәктәплири, мәтбуати вә сәнити болмиди. Уйғурларни манҗу тилида сөзләшкә, балилрини манҗу мәктәплиридә оқушқа мәҗбур қилди. Манҗу ханлиқиниң мустәбит сийасити астида Шинҗаңда һәртүрлүк йуқумлуқ кесәлликләр пәйда болди. Буниң билән уйғур вә башқа милләт хәлиқлири һесапсиз өлүм йитимларға дучар болди. Хусусән йаш өсмүр балиларниң өлүм йитимлири һәйран қалғудәк дәриҗидә көп болди. Хәлқниң саламәтликини асираш вә сақлиқни сақлаш үчүн әң муһим болған дохтурханилар(шипаханилар), кесәлханиға охшаш муәссәсиләр тәсис қилинмиди. Демәк, умумән Шинҗаң хәлқи әң вәһшийанә вә әшәдди миллий езилишләр астида йәнҗилип йашап кәлди. Мана бу езилишләргә һәмишә қәһриманларчә миллий азатлиқ һәркити билән җаваб берип кәлди. Лекин көпинчә мәқсәт әмәлгә ашмай кәлди. Буниңға ички-ташқи амиллар сәвәп болди. Ички тәрәптин елип ейтқанда, биричидин бәзибир чоң уйғур һакимлири манҗу ханлиқи тәрипидә туруп, хәлиқниң азатлиқ һәркәтлиригә қарши күрәш елип барди. Манҗу һөкүмәтлири мана шу сетилған йәрлик бәг-һакимларға тайинип, азатлиқ һәрикәтлирини бастурди. Бу һәқтә Вәлханов мундақ дәйду:«манҗулар пәқәт хәлиқтин йирақ болған вә уни сиқип кәлгән йәрлик бәгләргила ишиниду. Манҗулар мана шу йәрлик бәгләрниң мәнпәти билән хәлиқниң мәнпәтиниң қошулуп кетишидин қорқиду, чүки бундақ болғанда улар үчүн әң чоң қорқунич туғулған болар еди.» Иккинчидин, азатлиқ һәрикәтлири кетиватқан вақитта уйғурлар «ақ тағлиқ, қара тағлиқ»дигән икки сийасий, дини горуһқа бөлүнүп, өз ара җәңги – җедәл қилип кәлди. Манҗу мустәбитлири бирлик болмиғанлиқидин обдан пайдиланди. Үчинчидин, манҗу ханлиқи езилгән милләтләр вә езилгән хәлиқләр оттурсида миллий вә мәһәлливи зитлиқ сийасити йүргүзүп кәлди. Һәр қайси милләтләр оттурсида сүний рәвиштә миллий зитлиқ туғдуруп уларни бир-биригә қариму қарши қилип қойди. Шу сәвәптин қозғилаң пәйтидә езилгән хәлиқләр оттурсида бирлик болмиди.
Манҗу ханлиқиниң вәһшийанә миллий мустәмликичилик сийасити түпәйлидин Шинҗаңниң иқтисади вә мәдәний байлиқи тамамән вәйран қилинип, тәрәққийати пүтүнләй тохтап қалди. Өткән заманларда шәриқ хәлқлири ичидә бай йуқири мәдәнийәтлик болуп кәлгән уйғур хәлқи әмдиликтә иқтисади, мәдәнийити толиму арқида қалған бичарә хәлиққә айланғаниди. Уйғур хәлқи иқтисади вә мәдәнийәт җәһәттинла әмәс бәлки сийаси җәһттиму арқида қалди. Манҗу мустәбитлири тәрипидин елип берилған «…әшәдди елиқ- селиқлар, башбаштақлиқ, адаләтсизлик вә қаттиқ җазалар хәлқниң иқтисадини, ички турмушини вә мәниви тәртиплирини бузуп, вәйран қилип кәлди. Хәлқниң тәрәққий қилиш һиммити вә ғәйритини манҗу әҗдиһалириниң тимсаһлири боғуп ташлиди…»(Д.Фидоров «или вилайитиниң һәрбий ситастикисини тәрипләш тәҗирбиси»). Чоқан Вәлханов Шинҗаңниң иқтисади вә мәдәнийити җәһәттин арқида қелиш сәвәплиригә тохтилип мундақ дәп йазиду:«хәлиқ кәмбәғәл йашимақта, йоқсуллуқниң дәрдини тартмақта вә һәмишә әмгәк қилмақта. Әгәр Шәрқи Түркситан хәлқи өз әмгәклириниң пайдисини өзи көрсә еди, у вақитта, илгири қандақ бай хәлиқ болған болса шәрқ хәлқлири ичидә шундақ бай бир хәлиқ болған болар еди.» Манҗу ханлиқиниң Шинҗаңдики мустәмликичилики бир йерим әсир давам қилди. Мана шу узақ бир дәвир ичидә болған миллий мустәбитлик езишләр Шинҗаң хәлқиниң иқтисат вә мәдәний турмушини вәйран қилип Шинҗаңниң арқида қелишиға сәвәп болди. Манҗулар Шинҗаңниң шимали вә җәнубини тамамән ишғал қилип болдин кейин бу дийарда өзлириниң мустәмликичилик һөкмиранлиқини мустәһкәмләшкә һәрикәт қилиду вә җәнуби Шинҗаңниң һәр қайси җайлирида миллий азатлиқ һәркитигә қатнашқанларни тутқун вә сүргүн қилишқа киришиду. Манҗулар Җуңғарийидә Оттура Асийаға қарита мудахилә йүргүзүшкә шараит һазирлаш үчүн 40миңға йеқин адәмни әскәрликкә тутиду. Мана бу әскәрләрни бурун орнишивалған манҗушибәләрдин тәркип тапқан әскәрләрни беқиш, улар үчун қәлә қорған селиш, өй имарәт селиш үчун нурғун ишчи күчи керәк булуп қалиду. Шуниң үчун манҗулар уйғурларни Шинҗаңниң җәнубий районлиридин Җуңғарийәниң Или вилайитигә мәҗбури һалда көчүрушкә киришиду.
Уйғурларни җәнубий Шинҗаңдин Илиға көчүруш 1760-йилдин башлиниду вә шуйили Ақсу шәһиридин 300адәм кочүрилиду.
Үчтурпан қозғилиңидин 1767-йилғичә болған арилиқта Үчтурпан, Ақсу, Куча, Хотән, Йәкән Қумул вәбашқа шәһәрләрдин 6000 түтүн Илиға көчүрилиду. ‹‹Бу көчурулгән уйғурлар Илиниң Қайнуқ, Қаш , Болаборғус, Жирғилаң , Ташөстәң , Байтоқай, Ғоноғай, Даролдамту, Ара өстәң, дегән җайлириға җәми 1000 тутун аһалә орунлаштурилиду.›› …. :‹‹Чин һөкүмитиниң
18-әсирниң иккинчи йеримидики Шәрқи Түркстанда тутқан уйғурлар агдар сийасити››ениқрақ ейитқанда уйғурларниң җәнубий Шинҗаңдин Илиға көчүрүлүши Чийәнлуң хан дәвридә башланған болуп турпанлиқ Имин ваң бу қетимқи аһалә көчурүштә манҗу һөкүмитигә җан җәһли билән ишләп чоң йардәм қилиду вә униң оғли Моса манҗуларға худди өз атисиға охшаш ишләп чоң хизмәт көрсәткәнлики үчун Илида уйғурларға һаким қилип тәйинлиниду.
Кейин бу 1000 аилә уйғурлардин башқа йәнә 2000 өйлүк адәм Илиниң Нилқа, Тоққузтара вәбашқа җайлириға көчүрүлүп, җәнубий вә шәрқи Шинҗаңниң һәрқайси җайлиридин Илиға көчүрүлгән аилә җәми 8000 ға йетиду. Демәк һазирқи Или уйғурлири 18-әсирдә Шинҗаңниң җәнубий вә шәрқи районлиридин мәҗбури көчүрүлгән уйғурлардур.
Илиға көчүрулгән бу уйғурлар асасән деһқанчилиқ билән манҗу әскәрлирини беқиш мәҗбурийитини өз үстигә алиду. Бу уйғурлар манҗу мустәбит һакимийити үчун деһқанчилиқ қилғанлиқтин улар буларни ‹‹таранҗи››дәп атайду. Бу һоқоқсиз Или уйғурлири диһқанчилиқ қилип тапқан һосолиниң толисини манҗу һакимийитигә тапшуруп ач-йалиңач турмуш кәчүрүшкә мәҗбур болиду.
Илидики шәһәрләр, қәләләр, өстәңләр, йолларниң һәммиси или уйғурлириниң қени вә маңлийидин аққан иссиқ тәрлири билән қурулғандур. Бу һәқтә Фидоров ‹‹Или вилайитиниң һәрби статистика тәртипи››дигән әсиридә мундақ дәп йазиду ;‹‹Или вилайитидә манҗулар һакимийити үчүн имарәтләр, қәләләр селиш өстәңләр чипиш вә йол йасаш , көврук йасаш ишлири үчүн нурғун ишчи күчини тәләп қилиду . Бу тәләпни қандуруш үчун манҗулар Қәшқәрийә мусулманлиридин 8-10 милийонға йеқин аилә Илиға көчүрилиду . Булар ‹‹таранчилар››дәп атилиду.››.
Манҗу қәбилилиридин болған Или шибәлиридин бири 1864-йили Илида болған хуйзу вә уйғур қозғилиңи һәққидә манҗу тилида хатирә йезип қалдуриду . Бу хатирини Ғулҗа шәһиридә йашап кәлгән Диталоф рос тилиға тәрҗимә қилиду . Шибә өзиниң хатирисидәмундақ дәйду:‹‹манҗулар бир әсир бойи таранчиларниң ненини йәп , дөләттин йаиши айлиқ елип , шәһәрләрдә ғәмсиз , бузуқчилиқ қилип йашап кәлди…..›› Чоқан вә Лиханоп Или уйғурлириниң күрәшлири һәққидә төвәндикиләрни байан қилиду .
19-әсирниң 40-йиллирида манҗуларға вә чәтәл җаһангирлириға қарши елип берилған тәйпиң тийәнго инқилаби түруткиси арқисида һәр қайси җайлардиму езилгән милләтләр вә езилгән хәлиқниң манҗу истидат һакимийитигә қарши милли азатлиқ қозғилаңлири башлиниду . 1862-йили хуйзу хәлқи азатлиқ қозғилаңлириға атлиниду . Шинҗаңда үрумчи-манас хуйзулириму қозғилаң көтириду.
1863-йили азатлиқ қозғилаң Шинҗаңниң җәнубида башлинип дәсләп Рашидин һаҗим (Рашидин хоҗам)башчилиқида Куча хәлқи милли азатлиқ туғини көтирип чиқиду .1864-йили азатлиқ қозғилиңи җәнуби Шинҗаңниң һәрқайси җайириға кеңийиду. Шу йили Или вилайитидики хуйзулар билән уйғурларму қозғилаңға атлиниду. Или вилайитидә шу дәвирдә уйғурларниң һакими Мирзәмзат вә униң муавини Абдурусул бәг еди. Или җаңҗүни Чаң Чиң Мирзәмзаттин қошумчә селиқ төләшни тәләп қилиду Һаким Мирзәмзат бу қошумчә селиқни төләш имканийити йоқ дәп җавап қайтуруш билән җийаңҗүн гуни зинданға ташлап орниға Абдурусул бәгни һаким қилип бәлгиләйду. Шуниң билән биллә йәнә җийаңҗүнниң хүйзуларни йоқутуш мәқситидә йошурун тәййарлиқ көрүватқанлиқи хүйзуларға мәлум болуп қалиду. Хуйзула тәййарлиқсиз тәхирсизла қозғилаң башливитиду. Лекин бу қозғилаң тезла бастурилиду . Униң йолбашчилиридин йәнсн фита лар дарға есип өлтүрилиду. Бу вәқәдин кейин хуйзуланиң чоңлиридин Ашур ахун, Ғәнҗә ахун, Исмайил ахун, вә Йақуп ахун йәнә бир исми (Мавәншин )лар Абдурусул һакимға мураҗәт йардәм сорайду. Абдурусул бәг қази Нәсирдин ахунум вә башқа йурт чоңлири билән кеңәш. Нәсирдин ахунум Абдурусул бәгкә :« хуйзуларға йардәм бериш вә Ислам үчүн қораллиқ көрәш қилиш керәк » дегән мәслиһәтни бериду. Бу кеңәшкә иштирак қилғучилар хуйзулар билән бирлишиш азатлиқ үчүн қораллиқ көрәшни башливитиш һәққидә пикир бирлиггә келиду . Шуниңдин кейин Или уйғурлири билән хуйзуланиң бирләшмә қораллиқ қозғилиңи башлинип кетиду.
Абдурусул бәг тәййарлиқини тезла пүттүрүп Ташөстәң, Ара өстәң, Уластай, Дадамту Кәтмән, Ғалҗат, Ғонуғай, Тоққуз тара вә башқа йезилиридин әскәр алиду. Дәл шу пәйттә Или җийаңҗүнниң буйриқи бойичә турғутлардин бирмиң икки йүз ат елип Күрәгә кетип барған Сағалдай билән Вударин атлири билән қолға чүшиду. Мана бу әскәрләрниң бир қисми шибәләрниң сомонлириға, иккинчи қисми Текәст тәрәптин келип манҗуларға йардәм беридиған муңғулларға қарши турушқа, үчинчи қисми манҗуларниң күчлүк қәләси болған Байандайни елишқа орунлаштурилиду. Асаслиқ күч Байандай қәләсигә қарши һәрикәт қилип, қозғилаңчи җәңчиләр наһайити тезликтә Байандай қәләсини қоршивалиду. Бу әһвални көрүп җийаңҗүн чаңчиң қандақла болмисун уйғурлар билән хуйзуларниң бирлигини бузуш пилани түзиду. Шу мәқсәд билән җийаңҗүн зинданда йатқан Мирзәмзатни бошитип униңға:«уйғурлар үстидики қошумчә селиқни елип ташлай, сениң һакимлиқ мәнсипиңни қайтуруп берәй, уйғурлар қозғилаңни тохтатсун, уйғурлар туңганларға қарши һәрикәт қилса, мән улар үчүн кәңчиллик туғдуруп беримән … » дәп Мәзамзатқа мураҗиәт қилиду. Җийаңҗүнниң бу тәклипи Мәзамзатқа пайдилиқ болсиму, лекин у Җийаңҗүнниң бу тәклипини қобул қилишқа райи бармайду. Чүнки қозғилаң у чағда омуми хәлиқ һәркитигә айлинип кәткән еди. Шуңа Мирзәмзат қозғилаңчилар тәрәптә турушқа мәҗбур еди.
////****////
Хәлиқ инқилаби һәркитиниң күчийиши билән чоңлар йәнә кеңәш өткүзүп қозғилаңни техиму кәң көләмдә вә адаққичә елип бериш үчүн күчлүк бир рәһбәрлик апарати – һөкүмәт тәшкил қилишниң зөрүрликини тонуш лазимлиқи оттуриға қойилиду. Һәмдә бу қәһәттә пикир бирдәклики һасил қилиниду. Чоңлар кеңәшниң қарари бойичә қази Нәсирдин ахун қази Қалан , Мәзамзат султан, Абдурусул бәг әмир, молла Шәвкәт ахун қази мофити қилип бәлгилиниду.
Илида көтирилгән қозғилаң җәрйанида чоңлар оттурсида өзара мәнпәәт пәрәслик, бир-бирини көрәлмәслик күчлүк болуп, қозғилаңниң вақти наһайити узунға созулуп кетиду. Бучағда Әхмәтхан дегән бир ғоҗа (ғоҗилар нәслидин) пәйда болуп, буқетимқи қозғилаңдин пайдилинип өз шәхси ғәризини әмәлгә ашурушни көңлигә пүккән еди. Надан хәлиқ Әхмәтханниң ғоҗилиқиға ишинип уни һөрмәтләйтти. Һәтта у Мәзамзатниму өзигә майил қиливалған еди. Мәзамзат болса өзиниң шәхси ғәрәзлирини әмәлгә ашурушта Әхмәтхан ғоҗидин йардәм елишқа толуқ көзи йетәтти. Султан Мәзамзат шәхси мәнпәәтини чиқиш қилип, қозғилаңда йахши иштирак қилип келиватқан Абдурусул бәг билән униң қейин атиси Әхмәт ғәзиничи бәгниң абройлуқ болуп кетишидин қорқатти. У мәнсәп вә абройдин айрилип қалмаслиқ үчүн қейин ата-күйоғул иккәйләнни йоқитиш суйқәйсттини пиланлайду. Мана бу қаранийәт Мәзамзат пиланлирини әмәлгә ашурушта Әхмәтхан ғоҗа билән биллә (улар йеқин дост болуп қалған иди) һәрикәт башлайду. Нәтиҗидә Әхмәтхан ғоҗа ғәзиничи бәгни өлтүриду. Абдурусул бәг буниңдин қаттиқ ғәзәплиниду, лекин Әхмәт ғоҗиға қарши һәрикәт қоллиниш мумкин болмай қалиду. Мәзамзат билән Әхмәт ғоҗа Әхмәт ғәзиничи бәгни өлтүрүш биләнла қанаәт қилмайду. Улар Абдурусул бәгни, Исһақ бәгни, қази Нәсирдин ахунни йоқитиш чарилирини тепишқа киришиду.
Шупәйттә қозғилаңчиларниң алдида турған җидди вәзипә күчлүк дүшмән йошурунған Байандай қәләсини елиш еди. Байандай қәләсини елишта батурлуқ көрсәткән киши – мәшһур уйғур хәлиқ қошақчиси Садир палван болиду. Садир палван бу азадлиқ қозғилаңға адди хәлиқ йол башчиси сүпитидә қатнишиду. У Байандай қәләсиниң егиз һәм қелин сепилини дора күчи билән партилитип, қозғилаңчиларниң омуми һуҗум башлишиға оңайлиқ шараит туғдуриду. Шундақ қилип җәңчиләр Садир палван, Абдурусул бәг вә башқиларниң башчилиқида 1866-йили 3-айниң 8-күни Байандай қәләсини ишғал қилиду.
Байадай қәләсини елишта омуми җәһәттин һәрбий рәһбәрлик қилған киши әмир Абдурусул бәг еди. Қәлә елинғандин кейин Абдурусул бәгниң инавити бирақла йуқири көтирлип кетиду, хәлиқ арисида чоң һөрмәткә егә болиду. Әмир Абдурусул бәгниң абройлуқ болуп кетиши султан Мәзамзат үчүн толиму қайғулуқ иш болиду. Чүнки мәнсәп пәрәс Мәзамзат султанлиқтин айрилип қелиштин әнсиргән еди. У пәқәт өзиниң мәнпәәтинила ойлайтти. У шунчилик қаранийәт едики, султанлиқ мәнсипини сақлап қелиш үчүн, қозғилаңда чоң хизмәт көрсәткән хәлиқ оттурсида чоңқур муһәббәткә, һөрмәткә сазавәр болған әмир Абдурусул бәгни йоқитиш чарисини издәйду. Шу мәқсәт билән у һелиқи Әхмәт ғоҗиға Абдурусул бәгни вә униң дости Исһақ бәгни қәтлә қилишни тапшуриду. Әхмәтхан ғоҗа султанниң бу тәклипини чин дил билән қобул қилип, униңға:«Абдурусул бәгни өлтүрүш үчүн, уни қарилайдиған бир парчә йалған һөҗҗәт тоғрилаш лазим чүнки Абдурусул бәгниң әскәрләр арисида абройи күчлүк, болмиса ишимиз әмәлгә ашмайду.» дәйду. Шуниң билән улар манҗу тилида бир парчә һөҗҗәт тәййарлап, төһмәт билән Абдурусул бәгни өлтүрүшкә киришиду. Бу суйқәстлик ишни әмәлгә ашурушниму Әхмәтхан ғоҗа өз үстигә алиду. Әхмәтхан ғоҗа өз шайкилири билән әмир Абдурусул бәгниң чедириға берип, уни олтурған йеридә туйуқсизла ғәнҗәр селип өлтүриду. Андин йәнә Исһақ бәгниму өлтүрүп, Абдурусул бәгниң әң йеқин адими болған хәлиқ арисида иззәтлик һесабланған қази Нәсидин ахунумни қази каланлиқ мәнсивидин елип ташлап зинданға салиду. шундақ қилип Мәзамзат билән Әхмәтхан ғоҗа өзлириниң мәқситини ахири әмәлгә ашуриду вә иккиси елини оңчә соримақчи болиду.
Мәлум вақиттин кейин Ғулҗида почи Мәһмуд («қери ғоҗа», йәнә бәзи мәнбәләрдә «Афғанистанлиқ Мәһмуд Әһмәдхан» дейилгән) дегән бир киши пәйда болиду. Бу киши өзини ғоҗамлар нәслидин қилип көрситиду. Надан хәлиқ уни «ғоҗа» дәп ишиниду вә униңға атап нәзир-чирағлар бериду. Мәһмуд өзиниң йағачтин зәмбирәк йасийалайдиғанлиқини хәлиққә җакар қилиду. Өзиниң бар һүнәр вә һийлилирини ишқа селип, надан хәлиқни алдимақчи болиду. Униң әсли мәқсиди бу инқилабтин пайдилинип мәнсәп орниға егә болуш еди. Буниң үчүн у биринчи болуп мөҗизә йаритип, йағачтин зәмбирәк (по) йасап боливатқан җәңләргә қатнишиду. Шуңа хәлиқ униңға «почи мәһмуд» дегән ләқәмни бериду. У бара-бара өз әтрапиға бир қисим адәмләрни топлайду. Лекин униң йасиған йағач зәмбирәклири бир қетим етиш биләнла пачақлинип кетиду. Мәһмуд буниң билән көзлигән мәқсидигә йетиш мумкин мәсликини һес қилип, башқа бир чарә изләйду. у ахир зинданда йатқан қази Нәсирдин ахунни қутқузуп чиқишқа киришиду. униң Нәсирдин ахунумни қутқузиштики мәқсиди — униң абройи билән хәлиқниң райини өзигә майил қилип, чоң мәнсәпкә — султанлиққа еришиштин ибарәт пиланлирини ишқа ашуруш еди.
Почи Мәһмуд өз адәмлириниң йардими билән Нәсирдин ахунумни зиндандин қутулдуруп чиқиду. Султан Мәзамзат почи Мәһмудниң бу ишиға һәйран болуп, Нәсирдин ахунумни йоқитиш койиға кириду. Шу әснада Әхмәтхан ғоҗа почи Мәһмуд билән алақә бағлап униң билән дост болиду. Султан Мәзамзат Нәсирдин ахунумни өлтүрүшниң койида болған болса, почи Мәһмуд билән Әхмәтхан ғоҗа султанни өлтүрүп султанлиқни қолға елишниң койида болиду. Нәтиҗидә султан Мәзамзат Нәсирдин ахунумни өлтүриду. Почи Мәһмуд билән Әхмәтхан ғоҗа бирлишип султанни өлтүрүш қәсттини әмәлгә ашуриду. Шуниңдин кейин почи Мәһмуд өзини султан дәп елан қилиду. Шундақ қилип Илида бир мәһәл «қери ғоҗа»ниң султанлиқи башлиниду. Лекин почи Мәһмуд вә Әхмәтхан ғоҗа өзлириниң шәхси мәнпәәтлири үчүн һәркәт қилғанлиқлири, қилған ишлириниң қара нийәтлик болиши көпчилик хәлиққә оп-очуқ болиду. Шуңа әйни дәвирниң абройлуқ кишиллиридин болған Шәмсидин хәлпәм йол башчилиқи билән инқилабниң мивисини тартивалған бу бир топ бузуқларға қарши күрәш башлиниду Бу күрәшкә алаһидә күч чиқарғанлар Ара өстәңликләр булуп, улар аранла 36 күн султан болған почи Мәһмудни султанлиқтин чүшүриду. Почи Мәһмудқа өлүм җазаси берилиду. Әхмәтхан хоҗа җазадин қорқуп Сүйдүңгә қечип қутулиду. Почи Мәһмудниң султанлиғи йоқ қилинғандин кейин молла Шәвкәт ахун султан, Әла палван(Әлахан) әсир булуп тәйинлиниду. Шу күндин башлап қозғилаңчиларниң алдида манҗуларниң иккинчи чоң қәләси Күрәни елиш иши туратти . Улар қисқа вәқит ичидә җидди тәййарлиқ қилип, Күрәни елишқа киришиду. Күрәни елишта омуми җәһәттин йол башчилиқни (қоманданлиқни) Әмир Әлахан елип бариду. Лекин Күрәни тезла алалмайду. Күрәни елиш йәнә хәлиқ қәһримани Садир палванға тапшурилиду. Садир палван Күрә қәләсиниң сепили астидин узун ләхмә колап, униға дора қойуп партилитип, сепилни ағдуруп ташлайду. Күрә қәләсидики манҗу һакимдарлири омумйүзлүк тәслим болиду. Күрә қәләси тәслим болғандин кейин Әлаханниң әл ичидики абройи йүксәк дәриҗидә көтирлиду. Султан Шәвкәт ахун бу һалдин хаватирлинип, қандақла болмисун бир амал қилип, Әлаханни ишидин бошитиш чарисини тепишқа киришиду. Шундақ кетивәрсә өзиниң султанлиқ мәнсивидин айрилип қалидиғанлиқиға көзи йәткән еди. Чүнки султан Шәвкәт ахун Әмир Әлаханға қариғанда тәдбирсиз, парасәтсиз адәм иди вә униң хәлиқ арисида һөрмити төвәнирәк еди. Бирақ султан Шәвкәт ахун Әмир Әлаханни иштин бошитиш үчүн һечқандақ сәвәп тапалмиди. Шундақтиму уни әмирлик мәнсивидин елип ташлиди. Көпчиллик хәлиқ буниңға һәйран болди. Хәлиқниң абройлуқ һөрмәтлик адәмлири йиғилип, султан Шәвкәт ахундин «әлаханниң әмирлик мәнсипи қайтуруп берилсун» дәп қаттииқ тәләп қилди. Султан буниңға көнмиди. Шуниңдин кейин көпчилик хәлиқ қозғилип:«Шәвкәт ахун султанлиқтин чүшсун, биз Әла ханни султан қилип көтүрдуқ.»дәп җакарлиди. Шәвкәт ахун көпчилик хәлиққә қарши туралмиди, ахири султанлиқ тәхтидин чүшти.1867-йили Әла хан Илиға султан булуп көтүрүлди. Тохтахун әмир булуп бәлгиләнди.
Қозғилаң тамам болуш алдида турған бирпәйттә хуйзуларниң йолбашчиси Йагор ахун уйғур-хуйзу хәлиқлириниң бирлигини техиму күчәйтишниң орниға, әксичә йол тутуп, султанлиқни талишип, пүтүп болған ишни бузушқа һәркәт қилиду. Бу һәркәткә Әхмәтҗан хоҗа билән Шәвкәт ахун қошулуп хуйзуларни Әла ханниң султанлиқиға қарши уруш қилишқа қутуритиду. Шу вақитта әмирлик мәнсипигә рази болмай султанлиқни тәмә қилип йүргән әмир Тохтахун һелиқи бир топ тәрәпкә өтүп кетиду. Йагор ахунниң мәнсәппәрәслики, Әхмәтҗан хоҗа, Шәвкәт ахун, Тохтахунларниң һәркитиниң нәтиҗисидә уйғурлар билән хуйзулар оттурсида қанлиқ қирғин башлинип кетиду. Лекин аз санға егә болған уйғурлар бу урушта зор талапәт тартип йеңилиду. Йагур ахун өлтүрилиду. Бу урушниң сәвәпчилири болған Әхмәтҗан хоҗа, Тохтахунға өлүм җазаси берилиду. Шәвкәт ахунни болса қапқа селип Или дәрйасиға тирик ташлап суға ғәриқ қилиш җазаси берилиду.
тамам
Амрақ тәрҗимиси