Воскресенье, 22 декабря, 2024
Аммибаб

Bir Siqim Topa

Бир сиқим топа

 

Топрақниң һиди

 

1959-жил. 7-июнь. Икки дөләтни айрип туридиған икки чегара сизиғиниң оттурисидики «бетәрәп зона» дәп атилидиған мәйдан әтигәндин башлап машиниларниң гүкиригән авазиға толған. Жүк машинилириниң биридә олтарған һәрхил яштики бир топ адәмләрниң арисидин 13 яшлардики бир бала машинидин чәбдәслик билән сәкрәп чүштидә, бираз йәргә берип, йәргә бағрини яқти.

– Һой, мону бала немә қиливатиду?

– Бу бала бизгә аваригәрчилик тепип бәрмисә болаттиғу?!..

Машина үстидә олтарған адәмләрниң һәрбири өз бешидин вә йенидики йеқинлиридин ғәм йегәчкә, бу йәрдин тезирақ кетишни халатти. Шуңлашқа улар әнди әву өсмүрниң момиси билән һәдисигә қарита: «Балиға яхширақ қарисаңлар болмамду» дегән сөзләрни ейтип, өз рәнҗишлирини билдүрүвататти.

– Бу бәңвашни дәп бизни чегаридин өткүзмәй қоймиса болаттиғу?!..

Яш бала жүгрәп келип, машиниға қайтидин чиқивалди. Буни көргәнләр техиму вайсап кәтти. Баятин бери нәврисиниң һәрбир һәрикитини диққәт билән күзитип турған чачлирини ақ арилиған 67 яшлардики Пәрхинур момай:

– Мениң нәврәм яман иш қилғини йоқ. Қараңлара, Вәтәнгә яхшилап қаравелиңлара! Вәтәндин айрилиш алдида жутниң һавасидин болуқ-болуқ нәпәс еливелиңлара! – дегәндә әтраптики адәмләрла әмәс, қоршиған муһит сүкүнатлиққа чөмгән еди. Бу җим-җитлиқ әмәс, сүкүнат ичидики өксүш еди…

Кеңәш Иттипақиниң чегарисиға кәлгәндә мүрилиригә қурал есивалған һәрбий кийимдики рус солдатлирини әгәштүргән бир офицер уни шәрәт билән чақиривалдидә, өзи билән биллә елип кәтти.

*

– Так вот что у тебя, – деди доғилаң кәлгән рус офицери байила йәрдин бирнәрсә елип, қайтидин машиниға олтарған балиниң баш-учиға синчилап қарап. Бир тәрипидә қизил әләмчә, бир тәрипидә қәғәзләр догиланған үстәлниң бир булуңида бир сиқим топа туратти. Капитан оң қолиниң көрсәткүч бармиғи билән үстәл үстидики бир сиқим топини у яқ, бу яққа иштирип қойди.

– Сынок это мы оставляем у нас, – деди капитан.

Атиси һәрбий киши, аниси рус тилидин дәрис бәргәчкә, һәрбийләрниң алдида һеч мәңдимәй җавап бәрди:

– Ейтиңа, әнди бу диярни қайта көримәнму, Вәтәндә қалған ата-анам билән көрүшимәнму? Әнди ана жуттин айрилиш алдида униң бир парчисиниму силәр тартивалмақчи болуватисиләр?!

Дәсләпки мүчәл яштики балиниң, худди ядлавалғандәк, ениқ-ениқ ейтқан сөзлири һәрбий хизмәт тәсиридин қетип қелишқа башлиған жүригини ериттиму яки өзиниң туғулуп өскән жутини көз алдиға кәлтүрүп әслидиму, офицер хелә бошап қалди.

– Сынок давай собери то, что тебе принадлежит и иди к грузовику.

Үстәлдики топиниң зәррисини болсиму чүширип қоймай дәп еһтиятлиқ билән жиғиватқан балиға қарап сориди:

– Как папу зовут?

– Аббас.

*

1989-жил. Яз айлири. Заря-Востока мәһәллисиниң қәбирстанлиғи.

«Аббас бәңвашлиғиңизниң из-тамғиси қалған Куча дияридики өйдә икки оғлуңиз Ваққас билән Азат сизгә атап чоң нәзир берип, бу өйниң һойлисидин бир сиқим топа елип кәлди. У дунияда сиз қайта көрүшни арман қилған ана-Вәтәнниң һидини болсиму пурап йетиң», дәп Гүлбикә ана қолида тутуп турған гүллүк қоляғлиғиниң түгүчини йешип, униңдики топини қәбиргә сәптидә, қалғинини йенидики балилириға узатти һәм өтмүшниң өчмәс бир вақиәси көз алдида намайән болди..

«1961-жил. Миллий армиямиз генерали Мәрғуп Исқақов вә бирқанчә сәпдашлири билән бирликтә Ана жут билән хошлишип маңғанда йолдиши миллий армия офицери Аббасқари Мәмәдинов ана топрақтин бир очум алғанда мән: «Аббас, әнди бизгә Ана дияр билән дидарлишишқа несип боларму?», дәп җудалиққа толған көзлиримни униңға қадиғанда, у тәмкинлик билән «Биз көрмисәк, балилиримиз көриду», дәп җавап қайтурған еди. Шу вақитта генерал-майор Мәрғуп Исқақов «Аббасқари, шейит болған оғланлиримизниң қияпити бир-бирләп көз алдимдин өтүватиду, улар сәптә туруп: «Йолдаш генерал, бизгә буйруқ қилиң!» десә, мән өзәмни тили тутулуп қалған кекәчтәк һис қиливатимән дегиничә, йәргә тизлинип олтирип: «Бизни кәчүр, әй муқәддәс зимин» дәп бешини йәргә қойғанда һәммимиз тизлинип, ана-Вәтәнгә сәҗдә қилған едуқ». Аниниң хатирисидики бу вақиәләр көз алдидин өтүвататти.

 

Отлуқ жиллар отида көйгән аилә

Вәтәндин айрилип, җудалиқ һәсритини тартқан бир аилиниң тарихидин жуқарқи пәқәт үчла көрүнүш, миллитимиз җанкөйәри Ваққас Мәмәдиновниң ата-аниси – мәрһумлар Аббасқари вә Гүлбикә Мәмәдиновларниң бешидин кәчүргән кәчүрмишиниң бир тамчисила. Ваққас акиниң һелиму есида, шу жиллири ана-Вәтәндә «Ечилип сайраш» дәп атилидиған сәясәт түпәйли һәммә җайда «ечилип сайраш», «хаинларни җазалаш», «өз ичимиздики дүшмәнләрни паш қилиш» паалийәтлири таза қизиған вақит еди.

Шундақ күнләрниң биридә мәйданға адәмләрни жиғип, тонулған язғучимизни оттуриға елип чиқип, «ечилип-сайраш» тайиғи билән савап, шу әдипниң чоң оғлиға «партияниң келәчиги силәр, шуңлашқа өз ичимиздики ят унсурларни паш қилишқа актив қатнишишиңлар керәк. Қени, дадаңниң партиягә қилған хаинлиғини паш қил» дегәндә, униң оғли шу сөзләрни ейтиватқан кадрға қарита, «Сән өзәң хаин, сән өзәң дүшмән», дәп вақириған еди. Шунда Аббасқари йенидики оғлиға «Ваққас, көрдүңму мону балини?! Оғул бала дегән мошундақ болиду. Балам, мүҗәз-хулқи яқмайдиған адәм болған һаләттиму өз миллитиңниң вәкилигә һәргиз хаинлиқ қилма. Атини – балиға, балини – атиға, қериндашни қериндашқа қарши қоюп, һайдап салидиған заман кәлгән охшайду» дегән еди.

1959-жили, «Яшларни умумйүзлүк түрмигә қамаветипту» дегән әндишилик хәвәрни аңлиған дадиси: «Гүлбикә, қандақла қилип болмисун, балиларни аман елип қелишимиз керәк. Вәтәнниң келәчиги —әвлатлиримизни асришимиз керәк. Биз ана-Вәтән қойнида қандақла қийинчилиқлар болса чидаймиз», дәп бар мүмкинчиликни ишқа салиду. Тезликтә рәсмийәтлирини өтәп, (момиси Пәрхинур, аниси Гүлбикә Кеңәш Иттипақиниң граждини болғини үчүн) момиси Пәрхинурға чоң қизи Гүлназни вә чоң оғли Ваққасни қошуп, Кеңәш Иттипақиға өткүзүветиду. Жуқурида баянланған биринчи вақиә шу вақитта чегаридин өтүш мабайнида садир болған еди.

«Стиль түзитиш һәрикити» елип кәлгән балаю-апәт дадиси Аббасқари Мәмәдиновниму айлинип өткини йоқ.

Ана жутида яшашниң өзи ховуплуқ болуп қалғачқа, 1961-жили бир топ сәпдашлири миллий армия офицерлири билән қан вә тәр төккән тәвәррүк зиминни қиймай хошлашти. Ана-Вәтән шу жиллири әң илғар зиялилиридин, оғланлиридин айрилған еди.

 

Аббасқари Мәмәдинов ким?

Аббасқари Мәмәдинов 1917-жили Кучаниң Тоқсу наһийәсидә һаллиқ тиҗарәтчи Һамудунниң аилисидә дунияға көз ачқан. Йәттә атисидин тартип азатлиқ йолида күрәшкән әҗдатлириниң йолида маңмақчи болуп, балағәткә әндила йәткән 13 яш чеғида кичик дадиси Һәмдәмбәг һаҗи тәшкиллигән қошунниң тәркивигә кириду вә Һәмдәмбәг һаҗи Ғоҗинияз һаҗи билән қошулғанда, бирләшкән қошунлар тәркивидә җәңләргә қатнишиду. Һәмдәмбәг һаҗи – тарихий Вәтинимизниң җәнубида қозғалған деханлар қозғилиңиниң рәһбәрлириниң бири. Һәрбий илимда йетилгән җасур әрбап. Пүтүн өмри җәң ичидә өткән әл оғли Һәмдәмбәг һаҗи һәрқандақ җәңдә мәғлуп болмаслиғи билән хәлиқ ичидә чоңқур һөрмәт вә инавәткә сазавәр болған. Әпсуски, Шең Шисәй Һәмдәмбәг һаҗини көплигән вәтәнпәрвәрләр қатарида қолға елип өлтүрүвәткән. Униң қәбри мошу күнгичә намәлум.

Шинҗаң Хәлиқ нәшриятидин 2000-жили бесилип чиққан «Шинҗаң йеқинқи заман тарихидики мәшһур шәхсләр» дегән китапта Һәмдәмбәг һаҗи һәққидә қисқичә мәлумат берилгән (203-бәт).

Аббасқари Мәмәдинов Һәмдәмбәг һаҗи вә униң оғли Һамут билән Үрүмчигә кәлгәндә, уларни Шең Шисәй җаллатлири түрмигә қамайду. 1938-жили Абдукерим Аббасовниң ярдими билән түрмидин чиқип, Ғулҗиға келиду. Русчә үгиниш курсида оқуватқан чағда, шу курста оқутқучилиқ қиливатқан Гүлбикә Хаҗип қизи билән тонушуп, 1939-жили 30-сентябрьда өй-отақлиқ болиду.

Инқилап партлиғанға қәдәр Абдукерим Аббасовниң тонуштуруши билән йәрлик түзүмгә қарши тәшкилатниң актив әзалиридин болиду. Инқилап башланғанда Абдукерим Аббасовлар билән талай қайнамларда қайнайду.

Бу вақитларда Гүлбикә Мәмәдинова мәктәптики ишидин қол үзүп, күрәш йолида йолдиши билән бир сәптә болуп, бу диярниң пәрзәнди болуши сүпити билән өз һәссисини қошиду. Миллий армия қурулғанда, һәрбий тәминат башқармисида лейтенант унванида паалийәт елип бариду.

1955-жили Аббасқари Мәмәдинов һәрбий сәптин бошитилип, авал Үрүмчи шәһиридики авторемонт заводиниң башлиғи болуп тайинлиниду. Кейинирәк ШУАР йол қатнаш назаритидә башқарма башлиғи, шу назарәт назириниң орунбасари лавазимини атқуриду. Гүлбикә Мәмәдинова ШУАР аяллар җәмийитиниң Үрүмчи шәһәрлик шөбисидә хизмәт атқуриду.

Гоя даласидәк көңли бепаян қазақ йеригә орунлашқан Аббасқари һәрбий сәптә үгәнгән шоферлуқ кәспини давамлаштуруп, авал слесарь, андин та дәм елишқа чиққанға қәдәр таксист болуп ишләйду. 1984-жили Алмута шәһиридә дуниядин өтти. Һәрқандақ қәһриман әрниң йенидики аялни қәһриман дейишкә болиду. Гүлбикә – тәғдир тәқәзаси билән тарихий Вәтинимизгә орунлишип қалған Қазан татарлириниң әвлади Хаҗип Камалдинов билән Пәрхинур Ғабитованиң тунҗа қизи. 2011-жили Алмута шәһиридә йоруқ дуния билән видалашти.

 

Нәсәбнамә вә топрақниң тартиш күчи

Тәрҗимиһалдики ақ қәғәзни қара қилған сөзләр миллитигә, вәтинигә көйгән шәхс кәчүрмишлирини, өмриниң һәрбир дәқиқисигә тәәллуқ дәрт-әлимини, һәсритини, үмүтини тәсвирләп беришкә бәзидә аҗизлиқму қилиду.

Инқилап рәһбәрлириниң бири, генерал-майор Мәрғуп Исқақов хатирилириниң биридә: «…Аббасқари Мәмәдинов әйнә шундақ өз хәлқиниң әркинлигини һәммидин әла көргән, шу йолда җанпидалиқ көрсәткән, виждани пак адәмләрниң бири. Нурғунлиған кишиләр Аббасқариниң тәвсийәси билән инқилавий күрәшкә арилашти», дәп әсләйду. Миллий армия генерали Зунун Тейиповму бүйүк муддиаларни туғ қилған күрәштә Аббасқари Мәмәдиновниңму өз из-тамғиси бар екәнлигини өз әслимилиридә тәкитләп өтиду.

«1945-жили, Шәрқий Түркстан һөкүмитиниң қарариға асасән, Мирзигүл Насиров, Сопахунлар һөкүмәт вәкили Қасимҗан Қәмбәрий вә А.Аббасов рәһбәрлигидә тәшкилләнгән атлиқ отряд 6-июнь Ғулҗидин Ақсу вилайитигә қарап йолға чиқиду… М.Насиров баш штабтин Ақ даван, Қара даван дегән тағдин ешип, Бай дегән наһийәгә қарашлиқ Қизил дегән җайда дүшмән билән уруш жүргүзүш буйруғини алиду. М.Насиров өз отряди билән 1-июльда у йәргә йетип берип, взвод командири Мәмәтовқа, Абдримға Қизилдики дүшмәнниң Ақсуға баридиған йолини тосашни тапшурди. Бу взводқа 30 киши қошулиду. Улар 9 саат дүшмән билән уруш қилип, дүшмәнни чиқимға учритиду. Сопахун әскәрлири Бай наһийәгә һуҗум қилип, гоминдаңниң 300дин ошуқ әскирини йоқ қилип, 120 милтиқ, 182 ат, үч пулемет, алтә диктар пулемети, 24 миң оқ, 150 данә граната ғенимәт алиду. Бу урушта взвод командири Аббас Мәмәдиновқа оқ тегип, яридар болиду» (Зунун Тейипов «Шәрқий Түркстан йеридә», 118-119-бәтләр).

«…Шәрқий Түркстандики үч вилайәт инқилави шаһитлири һәққидә мәтбуат сәһипилиридә бираз мақалиларни язған, көпни көргән тарихчи алим Қадир Керәм Аббасқари Мәмәдинов һәққидә пәхирлиниш туйғуси илкидә мундақ дәйду:

– Аббасқариниң кичик дадиси Һәмдәмбәг һаҗи Шәрқий Түркстан уйғурлири арисида абройлуқ киши еди. 1931-жили һөкүмранлар зулумиға қарши Қумулда Ғоҗинияз башчилиғида қозғилаң көтирилгәндә Һәмдәмбәг һаҗи полк командири болидиған. У ихтиярий рәвиштә Ғоҗинияз башчилиғидики қозғилаңчиларға қошулди вә Үрүмчигә кәлди. Лекин Кеңәш Иттипақи билән тил бириктүргән гоминдаң һөкүмитиниң башлиғи Шең Шисәй Ғоҗинияз һаҗи, Һәмдәмбәг һаҗи охшаш кишилиримизни һәрхил йоллар билән йоқитиш чарилирини көргән. Һәмдәмбәг һаҗи бәстилик, қәдди-қамити келишкән киши болған. У астидики атниң тизгинини тутмай, болушичә қоюп берип, қаттиқ чаптуруп, икки қолиға қурал тутуп, җәңгә кирәттекән» («Уйғур авази», 27.02.1997-жил).

«…У һәққидә Шәрқий Түркстандики үч вилайәт инқилави қатнашчилириниң бири Шакир Мамуза мундақ дәп әслигән: «1940 – 1941-жиллири еди. Мениң билидиғиним, шу чағларда Аббасқари Абдукерим Аббасовниң ишәшлик җәңгивар дости екән. Мән Аббасқари Мәмәдиновниң йол-йоруғи билән инқилап ишлириға қатнишишқа башлидим. Инқилап башланғанда, миллий армияни қуралландурушта, болупму уни ат билән тәминләштә Аббасқари Мәмәдиновниң хизмити зор болди».

«Турсун Һосманов («Турсун тапанча» дәпму атилиду. 1921-жили туғулған. Ғулҗидики Һәрәмбағ сепилини партлитишқа қатнашқан, Кеңәш Иттипақиниң әлчиханисида шофер болуп ишлигән, үч вилайәт қатнашчилириниң бири) шу күрәш жиллирини, униң қатнашчилирини пат-пат әсләп мундақ дәйду:

«Нилқида алтә оғри пәйда бопту» дегән хәвәр тарилип, бизни Ғулҗиға әкилип ташлиди. Мән Аббасқари акиниң ярдими билән Абдукерим Аббасов, Әсхәт Исқақов билән тонуштум. Тонушуш җәриянида Аббасов мениңдин «Сиз немә мәхсәт билән Ғулҗиға кәлдиңиз?», дәп сориди. Мән «Хәлқимизниң азатлиғи үчүн күрәшкә өз һәссәмни қошқум келиду» дедим. У мениң қәлбимни чүшәнди. Кейин инқилавий ишларда мениңму ярдимим керәк болуп қалди. Ядимда, 1944-жили җәңләрниң биридә Аббасқари Һамидиноғли бир ғәзнә тепивалди вә униң һәммисини азатлиқ һәрикитини тәминләш фондиға өткүзди. Бурунқи Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң рәиси, маршал Әлихан төрә «Аббасқари, сән армия билән Вәтәнгә қанчилик зор төһпә қиливатқиниңни биләмсән?» – дәп униңдин бәк рази болуп кәткән еди шу чағда.

Һә, Аббасқари охшаш акилар арқилиқ Абдукерим Аббасов қатарлиқ хәлқимизниң даңлиқ пәрзәнтлириниң ишәнчисигә муйәссәр болдум. Маңа хизмәт бабида Аббасқари ака билән күндә дегидәк учришип турушқа тоғра кәлди. Униң вижданән паклиғиға мәнла әмәс, униң җәңгивар сәпдашлири Абдукерим Аббасов, Рәһим Сабирһаҗиевларму қайил еди. Хатирәмдә Аббасқари ака шундақ инсан сүпитидә қалди. Униң исмини чоң һөрмәт-еһтирам билән тилға алимән» («Уйғур авази», 27.02.1999).

Дадисиниң исми «Аббас» вә «Қари» дәп атилидиған қош исим билән атилиши тәсадипилиқ әмәс. 1627-жили туғулған нәқ Қари исимлиқ бовисидин башлинидиған нәсәбнамә Ваққас акиниң өйидә есиқлиқ туриду. Йенида мошу нәсәбнамидики инсанларниң қени төкүлгән, айримлириниң җени қийилған муқәддәс зиминниң бир парчиси, бир сиқим топа бар. Портреттики дадисиниң нәзәриму мошу топрақ зәрричилиригә җәмләнгән.

Йәр-зиминниң тартиш күчи инсанларни өрә қилиду, уларға салмақ бериду. Тартиш күчи йоқ йәрдә адәм ләйләп қалиду. Шуниңға охшаш ана дияриға, миллитигә болған тартиш күчини жүригидин өткүзгән адәмла алаһидә салмаққа егә болидекән. Миллитиниң ғәм-тәшвиши билән яшаватқан Ваққас Мәмәдинов ата-ана шәнигә лайиқ хисләтлири билән җамаәтчиликкә тонулған инсан. Қазақ хәлқиниң өлүмгә қиймас оғлани, «Қара Бура» җәмийәтлик фондиниң асасчиси, мәрһум Қурал Ержанов ейтқандәк: «Ваққас, өз миллитигә қанчилик етиқат қилса, қазақ хәлқигә болған садақитиму шунчилик. Мундақ жүрәккә егә инсанлар башқичә болуши мүмкин әмәс» дегән еди. Һә, шундақ ата-ана еқидисигә садиқ қәлб егиси өтмүшниң өчмәс хатирилирини варақлайду.

 

Азнат ТАЛИПОВ.

Сәһипини тәйярлиған

Б.Сопиев вә А.Азнибақиев.