Суббота, 28 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

Abduniyaz Kamal-usy

 

Абдунийаз Камал

 

Уйғур хәлқиниң батур җәңчиси, Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийити армийисиниң ахирқи баш қомандани, милли қәһриман Абдунийаз  Камал  1910- йили Турпан вилайитигә қарашлиқ Тоқсун наһийисиниң Шаһ йезиси Қарасу кәнтидә олтурушлуқ Камал исимлик деһқан а’илисидә дунйаға кәлгән.

Абдунийаз  1914- йили 4 йешида аниси Тохтихан вапат болғандин кейин 2 йашлиқ сиңлиси Һашихан билән атси Камал ахунниң тәрбийисидә чоң болиду.

Абдунийаз  йәттә йашқа киргәндә, 1932- йили 2- айғичә мәһәллисидики Ақташ мәдрисигә кирип Закир моллам дегән кишидә оқуйду.

Униң атиси Камал ахун теричи болуп, Абдунийаз  кичикидин башлап атисиға йардәмлишип, терә ашлаш, әйләш қатарлиқ еғир ишларни қилишп берип, наһайити күчтүңгүр болуп йетилиду вә мәһәллисидә «Қочқар палван» дегән нам билән тонулиду.

Абдунийаз  Камал  қошума қаш, бүркүт бурун, ақ йүз, булақ көз, йоған гәвдилик, қәдди- қамити келишкән, булҗуң гөшлири тәрәққий қилған, икки қулиқи хилила чоң болуп, зерәк, җушқун миҗәзлик мәзмут йигит иди.

1930 — Йилларда Абдухалиқ Уйғур (1901 — 1933) Тоқсундики Сәйдул дегән достиниң тонуштуруши арқилиқ Абдунийаз  Камал  билән йеқин достлардин болуп қалиду.

Абдухалиқ Уйғур бир күни Абдунийаз  Камални моңғулларниң Йултуз (Байинбулақ) та өткүзүлидиған надам байримини көрүп келишкә тәклип қилиду. Улар Йултузға барғандин кейин моңғулларниң ақсақили билән көришиду. Моңғуллар уларни қарши алиду вә байримиға қатнишишқа тәклип қилиду. Уларниң бу байримида йирақ — йеқиндин кәлгән даңлиқ муңғул палванлири әр мәйданиға чүшүп, бир- бирлири билән елишатти. Ахирида ким ғалип кәлсә, муңғул ақсақаллири униң батурлуқини елан қилғандин кейин шәнигә лайиқ мукапатлайтти.

Бу челиш мусабиқисигә Абдунийазму қатнишиду. Палванлар өз ара күч көрситишип, мәйданда ахири моңғулларниң бир қанчә қетим (палван) лиқ шәрипигә еришкән даңлиқ бир палвини билән Абдунийаз  Камал  қалиду. Бу икки палван миңларчә моңғулларниң қийқас — чуқанлири ичидә мәйданға чүшиду. Абдунийаз  Камал  муңғул палвинини йиқитип надам байриминиң палванлиқ унваниға еришиду. Бу моңғуллар арисида аз көрүлидиған алаһидә әһвал иди. Шуниң билән муңғул ақсақили надам байриминиң бу йилқи палвининиң Абдунийаз  икәнликини җакарлап, уни тәбриклигәндин кейин ғалип палванға мукапат үчүн игәр җабдуқлири билән қошулуп мәхсус тәййарланған ақ боз ат билән тартуқлайду. Абдунийаз  Камал  һайатиниң ахириғичә барлиқ урушларда мана мушу ақ боз етини ишлитиду .

1931- Йили 3- айда Қумул хәлқи Сали Дорға (1887- 1942) башчилиқида таҗавузчи хитайларға қарши башлиған инқилаб, Хоҗинийаз Һаҗим(1889- 1938) рәһбәрликидә күчийип ишғалчи хитайларни алақзадә қиливетиду. 1932- Йили Турпан Астанидә Мәхсут Муһити 1885- 1933), Мәхмут  Муһити(1887- 1945), Абдухалиқ Уйғур (1901- 1933)… Башчилиқида мустәмликичи хитайға қарши бир инқилаби мәхпий тәшкилат қурулиду. Абдухалиқ Уйғур 11- айда «Ойған» вә «Ачил» намлиқ ше’ирини ақ рәхткә чоң хәтлик қилип йезип, кочиларға чаплап, хитайларға қарши ашкара күрәш қилиду. Бу вақитта Абдухалиқ Уйғур йеқин дости Абдунийазға инқилабқа қатнишиши тоғрилиқ хәт йазиду. Мушундақ пурсәтни күтүп турған Абдунийаз  Камал  иккиләнмәстин һидайи дегән бир дости билән биргә боз етини минип Астанигә атлиниду.

У Абдухалиқ Уйғур билән көрүшкәндин кейин Абдухалиқ Уйғур уни Мәхмут Муһитиға тонуштуриду. Мәхмут  Муһити уларни қизғин қарши алиду.

…..

1933- Йили 4- айниң 16- күни Шең Шисәй (1897- 1970) Җин Шорен (1879- 1941) дин һоқуқ тартивалғандин кийин хитайларға қарши Шәрқи Түркистанниң һәммә йерини қаплап кәткән инқилабчиларға күчи йәтмәй Сталин (1878- 1953) ниң қоллиши арқисида 6- айниң 4- күни Хоҗинийаз Һаҗимбилән иттипақ түзүп, уларни Қәшқәргә йолға салғанда, Абдунийаз  Камал  Мәхмут Муһитиниң рухсити билән Тоқсунға қайтип Патимә исимлик бир қиз билән той қилиду вә он күндин кийин Һидайи дегән дости билән Бүгүрдә Мәхмут  Муһити қошуниға йетишип келиду.

Хоҗинийаз Һаҗимвә Мәхмут Муһитилар Қәшқәргә кәлгәндин кийин Мәхмут  Муһити Абдунийазни Йеңисарда туриватқан 3- ту’ән 1- лйәнниң лйәнҗаңлиқиға тәйинләп Йапчан, Һараб қатарлиқ истиратегийилик муһим җайларниң аманлиқ, чарлаш вәзиписини тапшуриду.

 

…..

 

1937- Йили Шең Шисәй Мәхмут Муһитини алдап Úрúмчигә йиғинға тәклип қилиш баһаниси билән тутқун қилмақчи болиду. Буни сезип қалған Мәхмут  Муһити амалсиз қелип, 4 — айниң 8 — күни аз бир қисим адәмлири билән Һиндистанға һиҗрәт қилип чиқип кетиду.

Мәхмут  Муһити чәтәлгә чиқип кәткәндин кейин Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийитиниң армийиси қомандансиз қалиду. Бу вақитта Йәкәндә туриватқан 34 — ту’ән, Йеңисардики 33 — ту’әндики әскәрләр вә Қәшқәр шәһири Дөңбағдики 32 — ту’әндики әскәрләрниң бир қисми Хотәндики махусән қисимлири билән бирлишип, Шең Шисәйгә қарши тиғ көтүриду. 6 — Шиниң бир қисми шитаб башлиқи Қурбан Сәъидигә әгишип, Йеңишәһәргә чиқип Шең Шисәй һөкүмити тәрәптә туриду.

Мана мушундақ җидди вә үмидсиз вәзийәттә Абдунийаз  Камал  оттуриға чиқип Шәрқи Түркистан армийисини Йәкәнниң Качуң дегән йеригә йиғиду. Йиғилған армийиниң башлиқлири Качуңда чоң бир офитсерлар йиғини ачиду. Бу йиғинда әқил, қабилийәт вә батурлуқта көзгә көрүн’гән Абдунийаз  Камални барлиқ офитсер — әскәрләр бирдәк аваз билән Мәхмут Муһитиниң орниға Шәрқи Түркистан Армийисиниң баш қоманданлиқиға сайлап чиқиду. Мойдин Ту’әнҗаң түрмидин чиқирилип, му’авин қомандан һәм штаб башлиқлиқиға тәйинлиниду. Бу 4 — айниң 12 — күни иди.

Абдунийаз Камал  Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийити дөләт армийисиниң баш қоманданлиқиға тәйинлән’гәндин кейин, армийини тәртипкә салиду. У алди билән лйәнҗаңларни ту’әнҗаңлиққа өстүрүп, армийини Мәхмут Муһитиниң вақтидикидәк 4 полкқа айрип тәң тәқсим қилиду. Андин кейин дивизийә бойичә һәммәйләнни йеңи полк, лйәнләр бойичә кәң далида сәпрас қилип, өзи бир дөңниң үстигә чиқип сөз қилиду. У ахирида:

— «Биз ким үчүн уруш қилимиз?» Дәп сорайду. Һәммә әскәрләр бирдәк «Вәтән үчүн» дәп җавап бериду. У йәнә: «Вәтән бизниң немимиз?» Дәп сорайду. Әскәрләр, «Вәтән бизниң ата — анимиз, ака — инимиз, ача — сиңлимиз» дәп җавап бериду. У: «Шундақ Вәтән бизниң һәммә нәрсимиз, биз вәтәнниң әвладлири. Шуниң үчүн урушта хәлқимизниң бир тал йип чағлиқ нәрсисигә тегишкә, хотун- қизлириға чеқилишқа болмайду. Кимдә ким хилаплиқ қилидикән, һәрбий қанун бойичә етип ташлиниду», дәп хитаб қилиду. Андин йеңи 1- полкқа кечиләп йүрүш қилип Йәкәнни азат қилишқа буйруқ чүшүриду.

Абдунийаз Камал  рәһбәрликидики Шәрқи Түркистан Армийиси 1937 — йили 4 — айниң 12 — күни Шең Шисәй һакимийитигә қарши рәсми уруш башлап йәкән’гә йүрүш қилиду.

Шу чағда Йәкәндә бир лйән хитай әскири болуп, улар Шәрқи Түркистан Армийисини көрүп қаршилиқ қилмайла тәслим болиду. Шуниң билән бир шәһәр, Мәкит билән Поскам қатарлиқ икки наһийә Абдунийаз  Камалниң қолиға өтиду. Бу ғәлибидин кейин баш қомандан Абдунийаз  Камал  Шәрқи Түркистан Армийисиниң баш штабини Йәкән шәһиригә қуриду.

Абдунийаз  Камаллар мәслиһәтлишип Шең Шисәйгә, «Абдунийазниң қоманданлиқини етирап қилиш, қисим қоманданлиқ штабини Қәшқәрдин Йәкән’гә йөткәп елип кетиш, қисим тәминатини һөкүмәттин бериш» қатарлиқ тәләпләргә қошулса Шең Шисәй һөкүмитиниң буйруқини орундаймиз дәп тәләп қойиду.

Чүнки у вақитта Шәрқи Түркистан земинида Шең Шисәй намда Шәрқи Түркистанниң һөкүмрани болған билән, әмәлийәттә Совет һөкүмранлиқ қиливататти. Шең Шисәйгә қарши чиқиш демәк, Совет иттипақиға қарши чиқиш демәк болатти. Бу вәзийәтни йахши билгән Абдунийаз  Камаллар бир амалларни қилип өзлиригә уйғун пурсәт кәлгүчә өзини қоғдап қелиш үчүн әнә шундақ тәклипни оттуриға қойушқан иди.

Сталинниң қорчақ һөкүмәт башлиқи Шең Шисәй у тәләпләргә қошулмай, Хотәндә туруватқан Ма Хусән’гә: «Сән Абдунийаз  қисимлириға һуҗум қилип қоралсизландурсаң мән саңа йардәм қилсам» дәп телеграмма бәргән. Ма Хусән мақул дәп қуйуп Абдунийазға әлчи әвәтип, Шең Шисәйниң телеграммисини йәткүзгән вә «Иккимиз бирлишип Шең Шисәйгә қарши турсақ» дәп тәклип бәргән.

Бу интайин қалаймиқан вә еғир вәзийәттә Абдунийаз  Камал  вә униң қол астидики қоманданлар нәччә күн кеңәшкәндин кейин ахир Ма Хусән билән бирлишишкә қарар қилиду. Шуниң билән Абдунийаз , Ма Хусән билән бирлишип, Шең Шисәйгә қарши туридиғанлиқини җакарлайду. Ма Хусән әскәрлиридин 300 ни Абдунийазниң қошуниға қошуп бериду. Абдунийаз  билән Ма Хусән кеңишип, Ма Хусән 1500 әскири билән Шең Шисәйниң Йеңишәһәрдики лийу бин қисимлириға, Абдунийаз  1300 әскири билән Қәшқәр Йумилақ шәһәрдики Қурбан Сәъиди қисмиға һуҗум қилишқа келишиду. Мойдин Ту’әнҗаң болса 600 әскәр билән Йопурғиниң Терим йезиси арқилиқ Қәшқәр Конишәһәргә қарап йолға чиқиду.

Абдунийаз  Камал  қайта — қайта ойлинип Советниң бу урушқа арлишидиғанлиқини пәмләп ахирқи қетим Қәшқәрдики Совет әлчиханиси билән алақилишип, Совет иттипақиниң Шәрқи Түркистанниң ички ишлириға арилишишини тосуп қелишқа урунуп көриду. У Совет әлчисигә: «Совет иттипақи езилгүчи милләтләрниң баш панаһи, шуңа ашу шу’ариға асасән бизгә йардәм бәрсә, биз Совет иттипақиға қарши әмәс, Совет иттипақи билән досит өтүшни халаймиз. Әгәр йардәм беришни халимиса битәрәп булуп турушини тәләп қилимиз» дегән мәзмунда хәт киргүзиду.

Абдунийаз  1937 — йили 5 — айниң 25 — күни Йәкәндин қошунини башлап Қәшқәргә атлинип 29 — күни Дөләтбағқа йетип келиду вә мәслиһәтчиси Абдуқадир һаҗимни йазған хәтниң җавабини елишқа әвәтиду. Совет әлчиси: «Һечқандақ йардәм берәлмәймиз һәм һечқайси тәрәпкә йан басмаймиз, бу өзүңларниң ички иши» дәп җавап бериду.

Абдунийаз  бу гәпни аңлиғандин кийин: «Советниң бизгә йардәм бәрмәйдиғанлиқини биләттим, улар Шең Шисәйгә йардәм бериду. Шундақтиму синап бақтим» дегән.

Абдунийаз  алди билән Йарбағдики түрмигә һуҗум қилип, түрмидә наһәқ йетиватқан тутқунларни қутқузушни ойлап, Түмән дәрйасини бойлап Йарбағқа йеқинлашқанда, Ишақбек, Мәвланоф қоманданлиқидики Қәшқәр сақчи қисимлири сезип қелип оқ чиқирип қаршилиқ көрситиду вә мәғлуп булуп чекинип Йумилақшәһәр сепили ичигә киривалиду.

Абдунийаз  қисимлири Йумилақшәһәр сепилини қоршап һуҗумни башлиғанда, Мәвланоф  Йарбағ түрмисидики Мәмтели Тәвпиқ (1901- 1937), Қутлуқ Һаҗи Шәвқи (1876- 1937) қатарлиқ 300 дин көп Шәрқи Түркистанниң бигунаһ мунәввәр оғланлирини ғалҗирлиқ билән қирғин қилип, җәсидигә йағ чечип от қойуветип Йеңишәһәргә қечип кетиду.

Уруш башланғандин кейин Йумилақ шәһәрдики Қурбан Сәъиди қисмидики бир қисим җәңчиләр өз қериндашлири болған Абдунийаз  әскәрлири билән урушушни халимай, сепилдин сийрилип чүшүп Абдунийаз  қисимлириға қошулуп кетиду.

Шу чағда Абдунийазниң йазған хетигә «… Бу өзүңларниң ички иши» дәп җавап бәргән Совет әлчиси бирдинла ариға чүшүп келиштүрүши нәтиҗисидә, Қурбан Сәъиди Йумилақшәһәрни Абдунийаз  билән Махусән’гә тапшуруп, қалдуқ қисмлирини елип Йеңишәһәргә чиқип кетидиған болиду. Келишимнамигә Абдунийаз  билән Ма Хусән қошулуп тәң имза қойиду.

Уларниң немә үчүн шундақ келишим түзүшкә қошулғанлиқи намәлум. Бу йәрдики әһвал: Абдунийаз  қисми һуҗум қилғанда Йумилақ шәһәрдики Шең Шисәйпәрәз Қурбан Сәъидиниң қисимлири өз қериндашлирини көрүп, сепилдин чүшүп Абдунийаз  қошуниға қошулушқа башлайду. Бундақ болғанда тәби’ий һалда Шең Шисәйниң күчи аҗизлап, Абдунийазниң күчи күчийишкә башлайтти. Буниң билән биргә Йумилақ шәһәрму тәби’ий һалда Абдунийазниң қолиға өтәтти. Абдунийаз  билән Ма Хусәнләр бу нуқтиға диққәт қилмиған болса керәк. Әмма руслар бу әһвални мөлчәрләп һапила — шапила келип ариға чүшкән. Нәтиҗидә Йумилақ шәһәр қолдин кәткән болсиму Қурбан Сәъидиниң қолидики икки миң әтрапидики Шәрқи Түркистан армийиси Шең Шисәй вә Советниң қолида қалған. Әһвал мана мушундақ болуши мумкин.

Мушу күнләрдә, 1937 — йили 6 — айниң 1 — күни Шең Шисәйниң 10 машина әскириниң Ақсуға чүшкәнлик хәвири келиду. Бу хәвәрни аңлиған Абдунийаз  билән Ма Хусән музакирә қилип, «Ма Хусән Қәшқәрдә қелип шәһәрни муһасирә қилиш, Абдунийаз  1400 әскәрни башлап (300 и туңган) Маралбешиға берип Úрúмчидин келиватқан әскәрләрни тосуш» ни қарар қилиду. Қарарға бина’ән Абдунийаз  Камал  1937 — йили 6 — айниң 3 — күни Қәшқәрдин йолға чиқип 7 — күни Маралбешиға йетип келиду.

Абдунийаз  қисимлириниң кәлгәнликидин хәвәр тапқан Шең Шисәйниң 10 машинида кәлгән (тәхминән 400 чә) алдин йүрәр қисимлири Маралбеши сепили ичигә киривелип, сепил ичидики әскәрлири билән бирлишип қаттиқ қаршилиқ көрситиду. Абдунийаз  қисимлири сепил дәрвазисиға от қойуп бөсүп кирмәкчи болғанда, дүшмән қошунлири машиниға орнитилған пелимуттин тәң оқ чиқирип сепил ичидин қечип чиқиду. Абдунийаз  қисимлири қаттиқ һуҗум қилип уларниң көп қисмини йоқутиду. Икки машинида қачқан дүшмән әскирини Абдунийазниң Тумшуққа әвәткән чарлиғучи әскәрлири алдини тосуп йоқутиду. Шуниң билән Маралбешиму азад болиду.

Улар йүрүшни давамлаштуруп Ақсу дәрйасиниң җәнубиға орунлишип асаси қисмини мудапи’әдә турғузиду. Ақсуниң Айкөл дегән йеригә барғандин кейин, пүтүн қисмини қайта тәшкилләп бир ту’әнни Қумбашқа, бир ту’әнни Аватқа, бир ту’әнни Ғоричөлгә, бир ту’әнни Дәрйа бойиға орунлаштуриду. Давут Қари исимлик лйәнҗаңни 100 әскәр билән партизанлиқ уруши қилиш үчүн Куча, Шайарларға әвәтиду. Давут қари бәкму тәдбирлик адәм иди. У қисқа вақитта әскәрлирини 500 гә йәткүзүп уларни қаттиқ тәрбийиләп, Шайар, Куча, Бүгүр, Қарашәһәрләрдә ғәлибилик уруш қилиду. Шең Шисәйниң бир инисини Кучада әсир елип етип өлтүриду. Дүшмән арқа сепини паракәндә қилип, Шең Шисәй әскәрлирини һоҗумму қилалмайдиған йаки чекинәлмәйдиған, қийин әһвалға чүшүрүп қойиду.

Бу җәрйанда Абдунийаз  Камал  рәһбәрликидики Шәрқи Түркистан армийисиниң саниму көпийип 8000 миңдин ешип 7 ту’ән’гә кеңийиду. Әмма әскәрләрниң қорал, оқ — дорилири кәмчил болуп, 8000 миң әскәрниң қолида 1500 әтрапида қорал бар иди.

1937 — йили 7 — айниң бешида Абдунийаз  әскәрлириниң көпини Ақсу әтирапиға орунлаштуруп болғандин кейин, өзи 100 нәпәр әскири билән УчТурпанға берип, сепил ичидики Шең Шисәй әскәрлирини тармар қилип шәһәрни игиләйду. Андин пүтүн УчТурпандики хәлқни сәпәрвәр қилип шәһәр ичидики Тақичи мәһәллисидә бир оқ завути, бир қорал ремонт қилиш завути, бир һәрбий кийим — кечәк карханиси вә бир ат җабдуқи карханиси қуриду. Бу завут карханилар Абдунийаз  қисимлири үчүн наһайити тизла нурғун оқ, партлитиш дориси, кейим — кечәк, ат җабдуқи тәййарлап бериду. Буниң билән Абдунийазниң қисимлири хелила йахшилиниду.

Шуниңдин кейин Абдунийаз  Ақсуда Шең Шисәй әскәрлиригә қарши һуҗумға өтиду. Бу уруш наһайити қаттиқ болиду. Үч айға йеқин тиркишиш җәрйанида тола мәғлуп болуп қаттиқ алақзадә болуп кәткән Шең Шисәй ахир Сталиндин йардәм сорайду. Шең Шисәйниң һәрқанчә қилипму Шәрқи Түркистан армийисигә күчи йәтмигәнликини билгән Совет намда Шең Шисәйниң тәлипи бойичә Абдунийаз  қисимлириға қарши урушқа кириду. Шундақ қилип Мәхмут Муһитилар бурундинла пәрәз қилип қаттиқ еһтийат қилған уруш рәсмий башлиниду. Йәни Совет иттипақи Шәрқи Түркистанға рәсмий һалда таҗавуз қилип кириду. Шуниң билән Абдунийаз  Камал  рәһбәрликидики йаш Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийити армийиси Совет иттипақи вә хитайдин ибарәт икки чоң дүшмән’гә қарши уруш қилишқа мәҗбур болиду.

1937 — йили 8 — айниң 5 — күни Советниң 2000 кишилик қизил армийиси «Алтайиски» дегән намда айрупилан вә танкилар билән Шәрқи Түркистанға таҗавуз қилип кирип, Шең Шисәйниң 2000 кишилик әскири билән бирлишип җәми 4000 кишилик Совет вә Шең Шисәй қисимлири бирликтә Ақсудики Абдунийаз  қисимлириға қуруқлуқ вә һавадин омумийүзлук һуҗум башлайду.

Бу вақитта Абдунийазниң қораллиқ қошуниниң сани пәқәт 1500 киши иди. У урушқа өзи бивастә қоманданлиқ қилип, пүтүн күчини ишқа селип бирқанчә күн батурларчә уруш қилиду. Бу урушта ахир Абдунийаз  қисминиң оқ — дорилири түгәп кетип чекинишкә мәҗбур болиду. Абдунийаз  Камал  таки уруш башланғандин тартип оқлири түгәп амалсиз қалған шу күнигичә урушта бирәр қетимму йеңилмигән иди.

1937 — йили 9 — айниң 5 — күни Шең Шисәй «Алтайиски» дәп аталған Совет әскәрлириниң күчигә тайинип йәнә 1000 әскәр чиқирип Абдунийаз  қисимлириға 2 — қетим һуҗум қилиду. Абдунийаз  Қумбаш, Айкөлдики 1000 дин көпрәк адими билән қаттиқ мудапи’әдә туриду. Бу қетимқи уруш алдинқи қетимқиға қариғанда техиму шиддәтлик болиду. Абдунийаз  Камалниң Ават, Қумбаштики әскәрлири қораллириниң начар, оқ- дорилириниң кәмчиликигә қаримай хил қораллар билән қоралланған Шең Шисәй вә Совет иттипақиниң әскәрлири билән бир нәччә күн қаттиқ уруш қилиду. Совит айропиланлири тохтимай бомбардиман қилиду. Бу урушта Абдунийаз  қисимлири икки айропиланни етип чүшүрүп, икки рус вә икки хитай учқучисини әсир алиду. Лекин оқ — дориси түгигән Абдунийаз  амалсиз қелип УчТурпанға чекиниду. У йәрдиму рус қизил армийиси билән болған урушта оқ — дора қислиқидин йеңилип йәнә Ақсуниң Айкөлгә чекиниду.

Совет қизил армийисиниң 20 айрупилан, 20 танкисини өз ичигә алған 2000 кишилик машинилашқан қисимлири 9 — айниң 5 — күни һәм әркәштам, симхана қатарлиқ Шәрқи Түркистанниң чегра еғизлиридин таҗавуз қилип кирип Қәшқәрдики Абдунийаз  билән махусәнниң бирләшмә армийисигә һава вә қуруқлуқтин шиддәтлик һуҗум қилип Абдунийаз  билән Ма Хусәнниң алақә линийисини үзүветиду. Дәл бу җидди пәйттә Қәшқәр фронтидики Ма Хусәнниң бригада командири Ма Шиңкүй 2000 әскәр билән Шең Шисәйгә тәслим болиду. Шуниң билән Абдунийаз  Камал , Ма Хусән бирләшмә армийиси еғир талапәткә учрайду. Совет- Шең Шисәй бирләшмә армийиси 31 — вә 32 — полктики уйғур әскәрләр билән Ма Шиңкүй қисимлирини аван’гарт қисим қилип, алдиға селип Ма Хусән қисимлириға қоғлап зәрбә бериду. Ма Хусән қисимлириму йеңилип, бир қисми тәслим болиду, Махусән азрақ адими билән Һиндистанға қачиду. Униң қалдуқ қисимлири Хотән’гә чекиниду.

Бу җәрйанда Ма Хусән Абдунийаз  Камалға Йеңишәһәргә һуҗум қилимән дәп қойуп әмәлийәттә лийу Бин қисимлири билән анчиким уруш қилип қойуп пәқәт вақит өткүзгән. Пүтүн урушларни асасән Абдунийаз  рәһбәрликидики Шәрқи Түркистан армийиси қилған.

Абдунийазниң қошуни УчТурпандин Айкөлгә чекинип кәлгәндин кейин Совет вә Шең Шисәй қошуни билән йәнә уруш қилиду. Ғоричөлгә кәлгәндә иттипақ түзүшкәндин тартип һийлигәрлик қилип сәпниң кәйнидә меңип кәлгән Ма Фуйвән қисимлири билән Абдунийаз  қисимлири арисида сүркилиш болуп ариси бозулиду. Бу вақитта Мойдин Ту’әнҗаңниң Шең Шисәйгә йоллиған мәхпи хети Абдунийаз  Камалниң қолиға чүшүп қалиду вә униң әсиргә чүшкән рус, хитай учқучилириниму қачурувәткәнлики паш болиду. Абдунийаз  Камал  вәтән ха’ини Мойдин Ту’әнҗаңни өлүмгә һөкүм қилип, қелич билән чаптуруп иҗра қилиду.

Совет- Шең Шисәй қисимлири айропиланларниң һимайиси астида Ғоричөлдики Абдунийаз  Камал  армийисигә қаттиқ һуҗум башлайду. Уларниң оқ — дора, қорал — йарағлири камчил болсиму батурлуқ билән җан тикип елишиду. Ахир бәрдашлиқ берәлмәй тармар болуп һәр тәрәпкә бөлүнүп чекиниду.

Бу вақитта Абдунийаз  Камал ниң 800, Ма Фуйвәнниң 200 болуп миң әтрапида әскәр қалған болуп, булар Хотән тәрәпкә чекиниш қарариға келиду. Буларниң йолида Тар дегән бир җилға болуп, бу икки қасниқи егиз, ичи тар, әтрапи чиңдилип кәткән қумлардин тәркип тапқан җилға иди. Җилғиға киридиған вақитта Ма Фуйвән қисимлири бирдинла йол талишип алдиға өтивалиду. Әслидә Совет қисимлири буларниң мәқситини биливелип, җилғиға пистирма қойуп сақлап йатқан икән. Булар җилғиға кирип 500 метирдәк маңғандин кейин руслар максим пилимот билән шиддәтлик оққа тутиду. Бу пистирмида туңган әскәрлири тамамән дегүдәк қирилип кетиду. Абдунийаз  Камал  қисимлиридинму 300 дин артуқ адәм шеһит болиду. Бу зәрбидин кейин Абдунийаз  Камалниң пәқәт 300 әскири қалиду.

Булар чекинип чиққандин кейин Басит қари исимлик пәйҗаң, «Бу әҗнәби уруслардин ашу биһудә қирилип кәткән қериндашлиримизниң қан қисасини алмисақ көзүм очуқ кетиду» дәп, Ават Ғоричөллүк Талип қари дегән бир йигитни йениға елип, кечә йолға чиқип  әтигиниси пистирмиға қойған 6 рус, 2 уйғур, бир қирғиз, бир қазақ, болуп, 10 рус әскириниң каллиси билән 2 данә максим пилимут, 8 данә милтиқ 2 сандуқ оқ көтүрүп келиду. Әскәрләр булардин бәкму хурсән болиду вә у каллиларни көмүветиду.

Абдунийаз  Камал  бу вақитта Мәкит арқилиқ Хотән’гә чекинип Махусәнниң қалдуқ қисимлири билән бирлишип туруп уруш қилиш нийитигә келип, әскәрлирини елип қойуқ тоғрақлиқ билән қапланған Тарим дәрйасини бойлап йолға чиқиду.

Бу җәрйанда Абдунийаз  Камал  барлиқ сәпләрдә уруш қиливатқан Шәрқи Түркистан қисимлири вә һөкүмәтниң барлиқ хадимлирини топлинишқа буйруқ чүшүриду. Булар Маралбешиниң Пичақ Сунди дегән йеригә кәлгәндә Абдунийазниң қолида штаб кадирлири, мулазимлар, әскәрләр болуп миңдин көпрәк адәм қалғанлиқи мәлум болиду. Қисим икки күн йол йүрүп Мәкиттин өтүп Йәкәнниң Лайлиқ дегән йеридә 3 — 4 күн туриду. Бу вақитта Ақсу, УчТурпан, Шайар, Куча қатарлиқ җайлардики әскәр вә пида’ийларму келип җәмий 3500 киши җәм болиду. Мана бу кишиләр Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийитиниң ахирқи мәмурий хизмәтчилири, қомандан — әскәрлири иди.

Бу җәрйанда разветка қилиш арқилиқ Йәкәндиму Совет әскәрлириниң барлиқи мәлум болиду. Демәк, пүтүн әтирап қоршалған иди. Абдунийаз  Камал  мана мушундақ әһвалда, 1937 — йили 9 — айниң 18 — күни штаб кадирлири, һәрқайси ту’әнниң ту’әнҗаңлири вә мәслиһәтчиләрни йиғип чоң бир йиғин ачиду. Йиғинда қандақ қилиш, нәгә бериш тоғрисида музакирә елип бариду. У көпчиликниң пикрини аңлиғандин кейин мундақ дәйду:

— «Ака — инилар, қериндашлар, достлар, урустәк бир чоң дөләтниң механикилашқан қисимлири, йәни айрупилан, броневик, танкилар билән қоралланған әскәрлири бизниң дөлитимизгә бесип кирмигән болса, бизниң хәлқимизниң әшәддий дүшмини болған Шең Шисәй һөкүмити вә униң йалақчилирини йоқитишимиз  һеч гәп әмәс иди. Әпсус, Совет коммунистлири езилгән әлләргә йардәм бериш байриқини көтүрүвелип езилгән хәлқниң зулумға қарши һәрикитини бастуруватиду. Қисқиси, тәқдир бизни начар әһвалда қалдурди. Музакирә җәрйанида мән билән җапалиқ җәңләрдә биргә болған бәзи кишиләр урусларниң алдиға берип тәслим болайли десә, йәнә бәзиләр чәтәлгә йәни Һиндистанға қечип кетәйли деди.    Мениңчә бу хил пикирләр интайин хата. Биз Йәкәнниң Качуң дегән йеридә қозғилаң көтүрүп, Йәкән вә Қәшқәр вилайитидики бирнәччә милйон хәлқни азад қилдуқ. Ақсу, Шайар, Тоқсу, Куча, Бүгүр, Корла, Қарашәһәр қатарлиқ җайларда қәһриманларчә уруш қилип, һөркиригән Шең Шисәй һөкүмити вә униң арқа терики- урус әскәрлиригә қақшатқуч зәрбә бәрдуқ. Әмди шоралар һөкүмити дәп нам алған бу һөкүмәт (Совет һөкүмити) бизниң ишимизға арилишип инқилабимизни мәғлубийәткә йүзләндүрди. Биз еғир күнләрдә биргә җәң қилған, бир нанни тәң йегән достлиримизни, пида’ийлиримизни, сәпдашлиримизни, хәлқимизни, өз вәтинимизни ташлап, сесиқ җенимизни елип чәтәлгә қачамдуқ? Өз вәтинимизни ташлап қечиш хитайдәк таҗавузчиларға қарши тиғ көтүргән биздәк пида’ийларға сәт әмәсму? Бизму бир нан йесәк тойимизғу? Немә үчүн туғ көтүрдуқ? Немә үчүн миңлиған достлиримиз уруш мәйданида шеһит болди? Биз чәтәлгә қачсақ қийамәт күни уларниң йүзигә қандақ қараймиз? Өлүп түгишимизки, һәргизму чәтәлгә қечип сәтләшмәймиз.

 

….

 

— Мән Абдунийаз . Мөһтәрәм бурадәрлирим, мушу са’әттин башлап силәрниң тарқап өз алдиңларға панаһлинишиңларни буйруймән. Әлвәттә, аққан қанлиримиз бикарға кәтмәс, кейинки әвладлиримиз бу ишларни әсләр. Аллаһ тиниңларни саламәт қилсун».

Бу вақитта Абдунийаз  Камалниң сөзини аңлиған әскәрләрниң көңли бозулуп қаттиқ йиға зарә қилишип Лайлиқ кәнтни бир алған. Бәзи әскәрләр бундақ җанни көтүрүп йашиғучә өлүпла түгәшкиним йахши дегәндәк қаттиқ талаш- тартишлар болған. Бу чағда Абдунийаз  Камал  карға кәлгидәк қорал вә оқ- дориларни һесаблап, УчТурпанлиқ Абдулла Ту’әнҗаң, униң бир қоғдиғучиси қатарлиқ: «Мән Абдунийаз  қомандан билән биргә өлимән, өлсәк биргә өлимиз, қутулсақ биргә қутулимиз» дәп қәтий тәләп қилип турувалған 300 әтрапида пида’ий әскирини елип қелип қалған барлиқ әскәр вә мәмурий хизмәттикиләрни тарқилип кетишкә буйриған.

Абдунийаз  Камал  қолидики әскәрләрни тарқилип кетишкә буйруғандин кейин, атушлуқ Лүйҗаң Кичик ахун  1600 адәмни башлап Йәкән’гә берип Совет әскәрлиригә тәслим болиду. У Йәкәндә икки күн ихтийари туруп 3 — күни ғайип болиду.

Абдунийаз 300 әскири билән Йәкәндин өтүп Хотәндики Махусән қисимлири билән бирлишип андин уруш қилмақчи болиду. Бу вақитта Шең Шисәй вә Совет армийиси Йәкәндә униң алдини тосуп туратти. Һечқандақ чиқиш йоли қалмиған Абдунийаз  Камал  ахирқи қетим барлиқ күчи билән бирләшмә дүшмән’гә һуҗум қилиду. Әмма дүшмини көп болғанлиқтин бөсүп өтәлмәйду. У шуниңдин кейин һайат қалған 8 — 10 әскири билән партизанлиқ уруши қилип күрәшни ахирғичә давамлаштурмақчи болиду.

Бир қанчә күндин кейин Абдунийаз  вә униң сәпдашлирини Совет разветка айропиланлири байқивелип, Йүсүп Лйәнҗаңға уни тутуп келишни буйриған. У атлиқ Лйәни билән йолға чиқип косраптики бир җира ичидә чүшкүн қилған Абдунийаз  Камални қоршавға алған. Абдунийаз  Камалниң һәмраһлири уларға қаршилиқ көрсәтмәкчи болғанда Абдунийаз  уларни тосуп, Йүсүп Лйәнҗаңға: «Әмди өзара қан төкүшмәйли, һелиму биздин нурғун қанлар биһудә ақти, әгәр сиз бизгә қошулсиңиз, бу әзиз вәтинимиз үчүн бирликтә күрәш қилайли, халиған әскириңиз биз билән биллә маңсун» дегәндә Йүсүп Лйәнҗаң: «Мән буйруқ бойичә чиқтим, мән силәрни тутуп Йәкән’гә қайтимән» дегән.

Қаттиқ үмидсизлән’гән Абдунийаз  Камал  һәсрәт чекип «Тоғра, буйруқ бойичә чиқтиңиз, сиз бүгүн буйруқ бойичә мени тутуп берисиз, әтә башқа бирси буйруқ бойичә сизни тутуп бериду, биз қачанғичә бир- биримизни тутуп берәрмиз! Һәй бизни хараб қилған пәйлимиз, мана, елиң» дәп қоралини Йүсүп Лйәнҗаңға тапшуруп бәргән. Улар Йәкән’гә елип берилғандин кейин бир айропилан уларни елип кәткән?. Бу 1937 — йили 10 — ай иди.

1937 — йили 12 — айниң 5 — күни рус нарин гуруппа әскәрлириниң қомандани Н. Норейко, Совет  н к в д баш чегра башқармисиниң башлиқи Н. Кручиникин бригадаға, урушта уйғур қошунидин 8000, туңган қошунидин 5612 кишиниң өлтүрүлгәнликини доклат қилған. Шундақ қилип, милли қәһриман Абдунийаз  Камал ниң қолға кәлтүргән ғәлибә мевиси Совет җаһан’гирлириниң биваситә бастуруши билән йоқ қилинған.

Абдунийаз Камал  интайин һушйар, әқиллиқ, ирадилик, үмитвар, көтүрәңгү роһлуқ бир йигит иди. Һәм қорқумсиз, интайин батур, заманисида аз көрилидиған бир палван иди. У вә униң әскәрлири узун мәзгиллик уруш тәҗрибисигә игә синақлардин өткән әскәрләр болғандин сирт, 1934 — 1937- йилиғичә рус офитсерлар тәрипидин мәхсус тәрбийилән’гән вә өзлири халап урушқа қатнашқан пида’ийлардин тәркиб тапқан иди.

Абдунийаз Камал  өзи бивастә баш болуп җәңгә кирди, барлиқ урушларда қәһриманлиқниң үлгисини йаратти, қолидин кәлгән барлиқ имкан вә барлиқ чарә — тәдбирләрни ишләтти.

Униң бу пидакарлиқ роһи, есил әхлақи әскәрлиригиму әлвәттә тәсир көрсәтти. Шуниң үчүн әскәрләр икки күчлүк дүшмәнниң заманиви қораллар билән қоралланған қошуни, айропилан, танкилириға қарши өзлири йасиған адди оқларға тайинип батурлуқ билән урушти. Абдунийаз  әскәрлирини, «Тарқилип кетиңлар!» Дегәндин кейинму, әскәрләр: «Сениң билән биргә өлимиз!» деди. У 8 — 10 әскири қалғичә уруш қилди.

Демәк, Абдунийаз  Камал  һәтта бүгүнки дәврдиму аз тепилидиған, һәр җәһәттин барлиқ шәртләрни һазирлиған қабилийәтлик һәқиқи бир қомандан иди. Ғайиси, мәқсити, нишани ениқ болған бир қомандан иди. У бир уйғур оғли, бир йигит иди.уйғур хәлқиниң батур җәңчиси, Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийити армийисиниң ахирқи баш қомандани, милли қәһриман мәрһум Абдунийаз  Камал  1937 — йили 10 — айда техи 27 йашқа киргән лачин кәби бир йигит иди.

Добавить комментарий