7 — usy
Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити Армийәсиниң баш министир Сабит Дамоллам тутқун қилинғандин кейинки мустәқиллиқ урушлири
(7)
Муһәммәт Турсун Уйғур
(Давами)
Бу җәрйанда Абдунийаз Камал рәһбәрликидики Шәрқий Түркистан Армийәсиниң саниму көпийип сәккиз миңдин ешип, йәттә полкқа кеңийиду. Әмма әскәрләрниң қорал, оқ-дорилири кәмчил болуп, сәккиз миң әскәрниң қолида пәқәт 1500 әтрапида қорал бар еди.
1937-йили 7-айниң бешида Абдунийаз әскәрлириниң көпинчисини Ақсу әтрапиға орунлаштуруп болғандин кейин, өзи 100 әскири билән Учтурпанға берип, сепил ичидики Шең Шисәй әскәрлирини тармар қилип, шәһәрни азад қилиду. Андин хәлқни сәпәрвәр қилип, шәһәр ичидики Тақичи мәһәллисидә бир оқ завути, бир қорал ремонт қилиш завути, бир һәрбий кийим-кечәк карханиси вә бир ат җабдуқи карханиси қуруп чиқиду. Бу завут, карханилар Шәрқий Түркистан Армийәси үчүн наһайити тезла нурғун оқ, партлитиш дориси, кийим-кечәк вә ат җабдуқи қатарлиқларни тәййарлап бериду. Буниң билән Шәрқий Түркистан Армийәсиниң шара’ити хелила йахшилиниду.
Шуниңдин кейин Абдунийаз Камал Ақсуға қайтип келиду. У армийәни тәртиплик орунлаштуруп болғандин кейин, Шең Шисәй әскәрлиригә қарши омумйүзлүк һуҗумға өтиду. Бу уруш бәкму шиддәтлик болиду. Үч айға йеқин тиркишиш җәрйанида тола мәғлуп болуп, қаттиқ алақзадә болуп кәткән Шең Шисәй ахир Сталиндин йардәм сорайду. Совет иттипақи Шең Шисәйниң һәрқанчә қилипму Шәрқий Түркистан Армийәсигә күчи йәтмигәнликини билгәндин кейин, намда Шең Шисәйниң тәлипи бойичә Абдунийаз қисимлириға қарши урушқа кириду. Шундақ қилип Мәхмут Муһитилар бурундинла пәрәз қилип қаттиқ еһтийат қилған уруш рәсмий башлиниду. Йәни Совет иттипақи Шәрқий Түркистанға рәсмий һалда таҗавуз қилип кириду. Шуниң билән Абдунийаз Камал рәһбәрликидики Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити Армийәси бирла вақитта Совет иттипақи вә хитайдин ибарәт икки чоң дүшмән’гә қарши уруш қилишқа мәҗбур болиду.
1937-йили 8-айниң 5-күни Советниң 2000 кишилик қизил армийәси «алтайиски» дегән намда айропилан вә танкилар билән Шәрқий Түркистанға таҗавуз қилип кирип, Шең Шисәйниң 2000 кишилик әскири билән бирлишип, җәмий 4000 кишилик Совет вә Шең Шисәй қисимлири бирликтә Ақсудики Абдунийаз қисимлириға қуруқлуқ вә һавадин омумйүзлүк һуҗум башлайду.
Бу вақитта Абдунийазниң қораллиқ қошуниниң сани пәқәт 1500 киши иди. У урушқа өзи биваситә қоманданлиқ қилип, пүтүн күчини ишқа селип бирқанчә күн батурларчә уруш қилиду. Уруш Мәхмут Муһити вақтидики урушлардинму қаттиқ вә бәкму шиддәтлик болиду. Бу урушта ахир Шәрқий Түркистан Армийәсиниң оқ — дорилири түгәп кетип чекинишкә мәҗбур болиду. Баш қомандан Абдунийаз Камал таки уруш башланғандин тартип оқлири түгәп амалсиз қалған шу күнигичә болған барлиқ урушларда бир қетимму йеңилмигәниди.
1937-йили 9-айниң 5-күни Шең Шисәй «алтайиски» дәп аталған Совет әскәрлириниң күчигә тайинип, йәнә 1000 әскирини йардәмгә әвәтип, Шәрқий Түркистан қисимлириға иккинчи қетим һуҗум қилиду. Абдунийаз Қумбаш, Айкөлдики миңдин көпрәк әскири билән қаттиқ мудапи’әдә туриду. Бу қетимқи уруш алдинқи қетимқиға қариғанда техиму шиддәтлик вә қанлиқ болиду. Абдунийаз Камалниң Ават, Қумбаштики әскәрлири қораллириниң начар, оқ-дорилириниң кәмчилликигә қаримай, хил қораллар билән қоралланған Шең Шисәй вә Совет иттипақиниң әскәрлири билән бир нәччә күн қаттиқ уруш қилиду. Совет айропиланлири тохтимай бомбардиман қилиду. Бу урушта Абдунийаз қисимлири икки айропиланни етип чүшүрүп, икки рус вә икки хитай учқучисини әсир алиду. Лекин оқ-дориси түгигән Абдунийаз амалсиз қелип Учтурпанға чекиниду. У йәрдиму рус қизил армийәси билән болған урушта оқ-дора қислиқидин йеңилип, йәнә Ақсуниң Айкөлгә чекиниду.
9-Айниң 5-күни Совет қизил армийәсиниң 20 айропилан, 20 танкисини өз ичигә алған 2000 кишилик машинилашқан қисми һәм Әркәштам, Симхана қатарлиқ Шәрқий Түркистанниң чегра еғизлиридин таҗавуз қилип кирип, Қәшқәрдики Абдунийаз билән Ма Хусәнниң бирләшмә армийәсигә һава вә қуруқлуқтин шиддәтлик һуҗум қилип, Абдунийаз билән Ма Хусәнниң алақә линийәсини үзүветиду. Дәл бу җиддий пәйттә Қәшқәр фронтидики Ма Хусәнниң бригада командири Ма Шиңкүй 2000 әскири билән Шең Шисәйгә тәслим болиду. Шуниң билән Абдунийаз Камал, Ма Хусән бирләшмә армийәси еғир талапәткә учрайду. Совет-Шең Шисәй бирләшмә армийәси 31- вә 32-полктики уйғур әскәрләр билән Ма Шиңкүй қисимлирини аван’гарт қисим қилип, алдиға селип Ма Хусән қисимлириға қоғлап зәрбә бериду. Ма Хусән қисимлириму йеңилип, бир қисми тәслим болиду. Ма Хусән азрақ адими билән Һиндистанға қачиду, униң қалдуқ қисимлири Хотән’гә чекиниду.
Бу җәрйанда Ма Хусән Абдунийаз Камалға Йеңишәһәргә һуҗум қилимән дәп, әмәлийәттә Лйу Биң қисимлири билән анчә-мунчә уруш қилип қойуп пәқәт вақит өткүзгән. Барлиқ урушларни асасән Абдунийаз Камал рәһбәрликидики Шәрқий Түркистан Армийәси қилған.
Шәрқий Түркистан Армийәси Учтурпандин Айкөлгә чекинип кәлгәндин кейин, Совет вә Шең Шисәй қошуни билән йәнә уруш қилиду. Ғоричөлгә кәлгәндә иттипақ түзүшкәндин тартип һийлигәрлик қилип сәпниң кәйнидә меңип кәлгән туңган Ма Фуйү’ән қисимлири билән Абдунийаз Камалниң қисимлири арисида сүркилиш болуп ариси бузулиду. Бу вақитта полк командири мойдинниң Шең Шисәйгә йоллиған мәхпий хети Абдунийаз Камалниң қолиға чүшүп қалиду вә униң әсиргә чүшкән рус вә хитай учқучилириниму қачурувәткәнлики паш болиду. Абдунийаз Камал Вәтән ха’ини Мойдинни өлүмгә һөкүм қилип, қилич билән чаптуруп иҗра қилиду.
Совет иттипақи-Шең Шисәй қисимлири айропиланларниң һимайисидә Ғоричөлдики Абдунийаз Камал армийәсигә йәнә қаттиқ һуҗум башлайду. Абдунийаз қисимлириниң оқ-дора вә қораллири кәмчил болсиму, батурлуқ билән җан тикип елишиду. Ахир бәрдашлиқ берәлмәй тармар болуп, һәр тәрәпкә бөлүнүп чекиниду.
Бу вақитта Абдунийаз Камалниң 800, Ма Фуйү’әнниң 200 болуп миң әтрапида әскәр қалған болуп, булар Хотән тәрәпкә чекиниш қарариға келиду. Буларниң йолида Тар дегән бир җилға болуп, бу икки қасниқи егиз, ичи тар, әтрапи чиңдилип кәткән қумлардин тәркиб тапқан җилға иди. Җилғиға киридиған вақитта Ма Фуйү’ән қисимлири бирдинла йол талишип алдиға өтүвалиду. Әслидә Совет қисимлири буларниң мәқситини биливелип, җилғиға пистирма қойуп сақлап йатқан икән. Булар җилғиға кирип 500 метирдәк маңғандин кейин, руслар максим пилимот билән шиддәтлик оққа тутиду. Бу пистирмида туңган әскәрлири тамамән дегүдәк қирилип кетиду. Абдунийаз Камал қисимлиридинму 300 дин артуқ адәм шеһит болиду. Бу зәрбидин кейин Абдунийаз Камалниң пәқәт 300 әскири қалиду.
Булар чекинип чиққандин кейин Басит Қари исимлик пәйҗаң: «Бу әҗнәбий оруслардин ашу биһудә қирилип кәткән қериндашлиримизниң қан қисасини алмисақ көзүм очуқ кетиду» дәп, Аватниң Ғоричөллүк Талип Қари дегән бир йигитни йениға елип, кечиси атлиқ йолға чиқип кетиду. Улар әтигини пистирмиға қойған алтә рус, икки уйғур, бир қирғиз, бир қазақ болуп, он рус әскириниң каллиси билән икки данә максим пилимот, сәккиз данә милтиқ вә икки сандуқ оқ көтүрүп келиду. Әскәрләр булардин бәкму хурсән болиду.
Абдунийаз Камал шуниңдин кейин Мәкит арқилиқ Хотән’гә чекинип, Ма Хусәнниң қалдуқ қисимлири билән бирлишип туруп уруш қилиш нийитигә келиду. У әскәрлирини елип қойуқ тоғрақлиқ билән қапланған Тарим дәрйасини бойлап йолға чиқиду. Абдунийаз Камал бу җәрйанда барлиқ сәпләрдә уруш қиливатқан Шәрқий Түркистан қисимлири вә һөкүмәтниң барлиқ хадимлирини йиғилишқа буйруқ чүшүриду. Булар Маралбешиниң Пичақ Сунди дегән йеригә кәлгәндә Абдунийазниң қолида штаб кадирлири, мулазимлар, әскәрләр болуп миңдин көпрәк адәм қалғанлиқи мәлум болиду. Қисим икки күн йол йүрүп Мәкиттин өтүп, Йәкәнниң Лайлиқ дегән йеридә үч-төт күн туриду. Бу вақитта Ақсу, Учтурпан, Шайар, Куча қатарлиқ җайлардики әскәр вә пида’ийларму келип, җәмий 3500 киши җәм болиду. Мана бу кишиләр Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң ахирқи рәһбәрлири, мәмурий хизмәтчилири вә қомандан-әскәрлири иди.
Давами бар…