Вторник, 14 января, 2025
ТарихУйғурлар

Dawami — 2-USYda

Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити армийәсиниң баш министир Сабит Дамоллам тутқун қилинғандин кейинки мустәқиллиқ урушлири
(2)

Муһәммәт Турсун Уйғур

(Давами)

Шу кечиси пүтүн қоманданлар шәһәрни ташлап тарқилип кетиду. Хоҗинийаз һаҗи Мәхмут Муһити билән Йеңисарға кетиду. Дөләт мудапи’ә министири Оразбәг миң йолиға чиқип кетиду. Мәркизий қоманданлиқ иштабиниң башлиқи Йүсүпҗан Ташқорған йолиға, Кичик Ахун Атушқа чиқип кетиду. Оттурида пәқәт баш министир Сабит Дамолламла қалиду. Сабит Дамоллам дөләт министирлири вә парламент әзалирини йиғиш үчүн тәрәп-тәрәпкә хәвәрчи маңдуриду. Хәвәрчиләр у қалаймиқанчилиқта пәқәт дөләт мудапи’ә министири Узарбәг билән парламент әзаси Зәйдин ахунларни тепип келиду.

Сабит Дамоллам бу икки министири билән йенидики 300 әтрапидики җумһурийәт муһапизәтчи қисмиға қоманданлиқ қилип, туңган қошунлиридин Қәшқәрни қоғдап қелишқа тиришиду. Әмма нәччә йүз адәм билән тақабил туралмай, ахир йәкән шәһиригә чекинишкә мәҗбур болиду. Туңганлар Қәшқәр шәһиригә бесип киргәндин кейин қаттиқ қирғинчилиқ йүргүзүп, 10 миң кишиниң каллисини алиду. Қиз-айалларни айағ-асти қилип, нурғун пул-малларни булап-талайду. Қәшқәр шәһири аһу пәрйадлар, қан дәрйаси ичидә қалиду.
Хоҗинийаз һаҗи билән Мәхмут Муһитилар Йеңисарға чекинип, әскәрлирини тәртипкә селип Қәшқәргә келиду. Улар туңганлар билән уруш қилип йәнә мәғлуп болуп, Хоҗинийаз Һаҗи Әркәштамға, Мәхмут Муһити болса Мәкиткә чекиниду. Бу вақитта Хоҗинийаз Һаҗиниң йенида пәқәт 116 әскири қалғаниди.
Әркәштамға йетип кәлгән Хоҗинийаз Һаҗи амалсизлиқтин 2-айниң 25-күни чеграға берип, руслардин йардәм сорайду. Руслар Хоҗинийаз Һаҗиға бәргән вә беридиған қораллар бәдилигә алтун тәләп қилиду. Хоҗинийаз һаҗи Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити хәзинисидин, Қәшқәр малийәсидин вә Хотән муҗаһидлиридин Йәкәндә тапшуруп алған нәччә миң сәр (бир сәр алтун 36 гирам) алтунниң һәммисини русларға тапшуриду. Руслар алтунларни елип болуп Хоҗинийаз Һаҗиға:
— Қораллар Москвада, кәлгичә күтүп туруң,- дәйду.
Хоҗинийаз һаҗи:
— Алтунларни тапшуруп болсақму қоралларни немишқа бәрмәйсиләр?- Дәйду.
Руслар униңға:
— Силәр Фукаң битимигә[1] хилаплиқ қилип, Қәшқәрдә мустәқил дөләт қурдуңлар,- дәйду.
Хоҗинийаз һаҗи:
— У дөләтни мән қурмидим, улар өзлири қурди,- дәйду.
Руслар:
— Ундақ болса мустәқилчи вә милләтчиләрни йоқитиш сизниң вәзипиңиз,- дәп униңға қолға елинидиған Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң баш министири Сабит Дамоллам башлиқ 11 министирниң тизимликини тапшуриду. Хоҗинийаз һаҗи руслар билән 12 маддилиқ келишим түзиду. Әркәштам зийарити мана шундақ айағлишиду.
Хоҗинийаз һаҗи Әркәштамдин қайтиш җәрйанида көп ойлиниду. Бу вақитта Хоҗинийаз Һаҗиниң алдида икки йол бар иди. Бири, Шәрқий Түркистан байриқи алдида батурларчә уруш қилип шеһит болуш; йәнә бири, өз күчини сақлап қелиш. Буниң алдинқи шәрти Совет иттипақини рази қилиш иди. Хоҗинийаз һаҗи кейинки йолни таллайду.
Бу җәрйанда Хоҗинийаз Һаҗиниң әркәштамға берип, дөләт рәһбәрлириниң тәстиқини алмастин, өз бешимчилиқ қилип руслар билән 12 маддилиқ келишим түзгәнлик хәвири чақмақ тезликидә Йеңисарда туруватқан Сабит Дамоллам башчилиқидики дөләт рәһбәрлириниң қулиқиға йетиду. Сабит Дамоллам дәрһал ташқи ишлар министири Қасимхан һаҗи, адаләт министири Зирип Қари һаҗи, ички ишлар министири Сә’идзадә Йунусбәг, сәһийә министири Султан Бәг қатарлиқ 15 министир билән пәвқуладдә йиғин чақирип, Хоҗинийаз Һаҗини қаттиқ агаһландуруп, униң Совет иттипақи билән түзгән тохтамни дәрһал бикар қилишни тәләп қилип, 30-номурлуқ қарар[2] чиқириду.

[30-Номурлуқ қарар

«Шәрқий Түркистан Җумһурийәт Исламийә»си назирлар һәйитиниң пәвқуладдә йиғини

1934-йили март ейиниң 2-күни са’әт онда, Йеңисар шәһири

Ушбу йил феврал ейи оттурисида рә’ис җумһур Хоҗинийаз Һаҗиниң Әркәштамда Совет һөкүмити билән келишим түзгәнлики һәққидә баш министир Сабит Абдулбақиниң байанати:…]
Қарар «Хоҗинийаз Һаҗиниң баш министирға омумән назирлар кеңишигә 1934-йили 25-феврал 308-номурлуқ әвәткән йолланмиси…» дәп башлинип, Хоҗинийаз Һаҗиниң Совет иттипақи билән түзигән 12 маддилиқ тохтамнамисиниң мәзмуни бирму бир ейтип өтүлгән. Кейин Шәрқий Түркистан һөкүмити Хоҗинийаз Һаҗиға қарита 12 маддилиқ қарар чиқарған. Бу қарарниң 11-маддисида: «Хоҗинийаз Һаҗи назирлар (министирлар) һәйитиниң мураҗи’итини қобул қилип, тутқан йолидин ваз кәчмигән тәқдирдә, бүйүк милләт мәҗлисидә рә’ис җумһурлуқ алий баш қоманданлиқ мәнсипидин еливетиш һәққидә мәсилә оттуриға қойулсун» дейилгән.

12-Маддисида: «Нәнҗиң вә Йапон һөкүмитигә вә бәйнәләқвам (милләтләр бирләшмиси)гә һәққимизни мудапи’ә қилиш тоғрисида мураҗи’әт қилинсун» дейилгән.
Ахирида «Баш вәкил: (имза) Сабит Абдулбақи
Катип: (имза) Сопизадә
Мөһүр: Шәрқий Түркистан баш вәкиллики»
Дәп йезилип, имза қойулуп тамға бесилған.

Әмма Хоҗинийаз Һаҗи йәнила өзиниң билгинини қилиду. У Йеңисарға келип Мәхмут Муһитиға Сабит Дамоллам қатарлиқ Шәрқий Түркистан һөкүмитиниң министирлирини қолға елиш тоғрилиқ буйруқ чүшүриду. Бу буйруқ Мәхмут Муһитиниң идийәсидин өтмәй қаршилиқ билдүргән болсиму, Хоҗинийаз Һаҗи өз гепидә чиң турувалиду. Шуниң билән Мәхмут Муһити қол астидики Ғопур Тү’әнҗаңға[3] Сабит Дамоллам қатарлиқ дөләт министирлирини қолға елиш тоғрулуқ буйруқ чүшүриду.
Ғопур Тү’әнҗаң 1934-йили 4-айниң 13-күни 200 әскирини башлап Йәкән’гә йетип келиду. Бу вақитта Йәкәндә бирәр миңға йеқин Хотән қошуни бар болуп, булардин башқа бағниң ичидики Сабит Дамоллам қатарлиқ дөләт министирлири туруватқан өйни муһапизәт қилип туруватқан Шәрқий Түркистан Җумһурийитиниң үч-төт йүз кишилик җумһурийәт муһапизәтчи қисми вә Сабит Дамолламниң мәхсус тәрбийәлән’гән, җәңгивар йашлардин тәркиб тапқан 20 кишилик муһапизәтчиләр қисми бар иди. Булар бағниң төт әтрапи вә йол тәрәпкә бурунла қоғдиниш истиһкамлири йасап, һәр еһтималға қарши тәййар турушқаниди. Әгәр булар Ғопур Тү’әнҗаңға қаршилиқ көрсәтсә, Ғопур Тү’әнҗаңниң Сабит Дамолламларни тутуш әмәс, өзиниң сақ чиқалишиму мумкин әмәс иди. Әмма Сабит Дамоллам Хотән қошуниғиму, җумһурийәт муһапизәтчилиригиму қаршилиқ қилмаслиққа буйруқ чүшүриду. Бу вақитта Сабит Дамолламниң муһапизәтчилири қаттиқ ғәзәплинип:
— Биз бу әқилсизлар билән ахирғичә урушимиз,- дәп турувалиду. Сабит Дамоллам Муһапизәтчилиригә нәсиһәт қилип:
— Балилирим, уларниң дәрди мениң билән, улар бизгә қорал көтүргән болсиму, биз уларға қорал көтүрмәймиз, чүнки улар бизниң қериндишимиз…- дәп тәстә тосуп қалиду.
Сабит Дамоллам өйигә кирип, кийимлирини алмаштуруп, Ғопур Тү’әнҗаңларниң алдиға раврус қийапәттә чиқип келиду. Ғопур Тү’әнҗаң Сабит Дамоллам, әдлийә министири Зирип Қариһаҗим, сәһийә министири Султанбәг қатарлиқ үчәйләнни тутуп, Хоҗинийаз Һаҗиниң алдиға елип келиду. Хоҗинийаз һаҗи билән Мәхмут Муһити уларниң путини кишәнләп, үч мәпигә селип Мәкиткә елип маңиду. Бу җәрйанда туңган Маҗәнсаң әскәрлири қоғлап йетип, икки тәрәп оттурисида қаттиқ җәң болиду. Бу қалаймиқанчилиқта Султанбәг қечип кетиду. Лекин Сабит Дамоллам билән Зирип Қариһаҗим қечишни рәт қилиду.[4]

 

Хоҗинийаз һаҗилар Сабит Дамоллам билән Зирип Қариһаҗимни елип Ақсуниң Аватқа кәлгәндә, Ақсуда Советниң Ма Җуңйиң қисимлирини йоқитиш урушиға қоманданлиқ қиливатқан рус мәслиһәтчиси Маликоф? күтүвалиду. У Хоҗинийаз Һаҗиларниң Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң баш министирини тутуп кәлгәнликини көрүп, қаттиқ хушал болуп кетип, шу мәйдандила «Хоҗинийаз Һаҗиниң өлкилик һөкүмәтниң му’авин рә’иси»лик вәзиписини өткүзүвелишини ейтиду. Сабит Дамоллам билән Зирип Қариһаҗимлар Үрүмчигә елип келинип, 2-түрмигә қамилиду.

Шундақ қилип 1933-йили 11-айниң 12-күни қурулған йаш Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити бәш ай өмүр көргәндин кейин йиқилиду.
Хоҗинийаз һаҗи кейин Фукаң келишими бойичә аталмиш өлкилик һөкүмәтниң му’авин рә’иси болуп Үрүмчигә бариду. Шуниңдин кейин Шең Шисәй[5] башлиқ, Хоҗинийаз Һаҗи му’авин башлиқ болған аталмиш «Шинҗаң өлкилик һөкүмәт» қурулиду. Әмма Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити армийәсиниң баш қомандани генерал Мәхмут Муһити Үрүмчигә беришни қәтий рәт қилиду. Қаттиқ дәталашлардин кейин Шең Шисәй вә Совет иттипақи һөкүмитиниң вәкили Маликоф Мәхмут Муһитиниң қол астидики әскәрлири билән мәвҗутлуқини сақлап, Қәшқәрдә турушиға қошулушқа мәҗбур болиду. Шуниңдин кейин Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити дөләт армийәси келишим бойичә, Намда Шең Шисәйниң 6-девизийәсигә (толуқ исми аталмиш «Шинҗаң чегра мудапи’ә қуруқлуқ әскири атлиқ қошуни вақитлиқ 6-дивизийәси») өзгәртилип, бурунқидәк Мәхмут Муһитиниң команданлиқида қалиду.

Давами бар…
________________________________________
[1] Фукаң битими (Фукаң келишими): 1933-йили 6-айниң 4 -күни Хоҗинийаз Һаҗим билән Совет һимайисидики Шең Шисәй оттурисида, Советниң кепиллики билән түзүлгән 10 маддилиқ келишим.
[2] 30-Номурлуқ қарар (қисқартип елинди): Бу қарар кейин 1929-йили декабирдин башлап Франсийәниң Париҗ шәһиридә чиқирилишқа башлиған «Йаш түркистан җурнили»ниң 1935-йили 10-айдики омумий 71-санида елан қилинған.
[3] Ғопур Тү’әнҗаң 1937-йили Мәхмут Муһити билән бирликтә һиҗрәт қилған. Шу йили Сә’уди Әрәбистанға берип Мәккә шәһириниң Мәсфәлә мәһәллисидә олтурған болуп, бир қизи бар икән. Һазир шу қизиниң балилири вә нәврилири болуп, бәш әвладтин йүзгә йеқин кишилик бир а’илә болуп қалған. Бир нәвриси һазир Сә’уди Әрәбистанда учқучи икән. Ғопур Тү’әнҗаң Әрәбистанда «Ғопур һаҗим» дәп тонулғанлиқтин, башқилар уни биләлмигән. У 1989-йили вапат болған.
[4] Бу җәрйанда Сабит Дамолламниң қутулуп қалғанлиқи тоғрулуқ «Бу вақитта даңлиқ содигәр Зәйдин карван дегән киши тоғра келип қелип, Сабит Дамолламға етини берип қачурувәтмәкчи болғанда, Сабит Дамоллам қечишни рәт қилған» дегән гәпләрму бар.
[5] Шең Шисәй: 1897-йили Хитайниң Лйавниң өлкиси Кәййү’ән наһийәсидә туғулған. 1919-йили Йапонийәниң Токйо университетида оқуған. Хитайниң шәрқий шимал армийәсиниң 8-биригадисида вәзипә өтигән. 1926-йили Йапонийә қуруқлуқ армийә университетиға оқушқа әвәтилгән. 1927-йили қайтип келип, милләтчи хитай (гоминдаң)ниң инқилаби армийәси баш иштабида алий мәслиһәтчиси болған. 1930-йили Шәрқий Түркистанға келип Җин Шурен дубән мәһкимисиниң мәслиһәтчиси болған. 1933-йили 4-айниң 16-күни Шәрқий Түркистанға валий (дубән) болған. 1949-йили Тәйвән’гә қечип кәткән, 1970-йили өлгән. У 100 миңлиған гунаһсиз уйғурни өлтүргән бир қанхор җаллат.

******

Добавить комментарий

Ваш адрес email не будет опубликован. Обязательные поля помечены *