Sabit damollam bilen Xojaniyaz hajimning söhbiti
Mehmet Uygur
Сабит дамоллам билән Хоҗанийаз һаҗимниң сөһбити
Һәбибулла Аблимит
Йоллиғучи: Мәвланә Уйғур
Ийул 26, 2021
Мана шундақ қилип Ақсуни туңганларға ташлап чекингән Хоҗанийаз һаҗим 1 – айниң 6 – күни атушқа йетип кәлгән иди. Хоҗанийаз һаҗимниң атушқа кәлгәнликини аңлиған Сабит дамоллам йүрики йирилип кәткидәк бир һайаҗан билән алдиға берип бир қоллуқ һал сориди вә Хоҗанийаз һаҗини дәрһал қәшқәр шәһәр ичигә киришкә тәклип қилди. Бу чағ дәл он бир айниң султани болған улуғ рамизан ейиға тоғра кәлгән чағ болуп, улар иптардин кейин халий бир өйдә йалғуз обдан муңдашти. Сабит дамоллам Шәрқий Түркистан Ислам Җумһүрийитиниң қурулишиниң пүтүн җәрйанини йәнә бир қетим өз ағзи билән баштин айақ зир – зәвиригичә тәпсили чүшәндүрди вә һазирқи сақлиниватқан қийинчилиқларни бирму – бир оттуриға қойуп өтти. Әслидинла кона тонушлардин болған бу икки вәтән вә милләт сөйәр әркинлик күрәһчилири бир – бирлириниң арисидики бәзи оқушмаслиқларниң болғанлиқини асанла тонуп йетишти.
Сабит дамоллам 1923 – йиллири Ғулҗиға келип дәң мәчитидә «қуръан кәрим» ни ағзаки тәрҗимә вә тәпсир қилип, Ғулҗа хәлқиниң йүксәк һөрмитигә сазавәр болуп, қәдирлинип келиватқан чағлирида, Хоҗанийаз һаҗим совет иттипақидин қайтип Ғулҗида турған чағларға тоғра кәлгән болғачқа, бу икки йол башчи көп қетим Ғулҗида учрашқан, муңдашқан вә хәлқниң азатлиқ инқилаби тоғрисида өзъара пикир алмаштурған иди. Мана аридин он йил өтүп бүгүнки күнгә кәлгәндә, атуштин ибарәт бу әзиз маканда йәнә бир қетим иккиси йалғуз баш қошуп, йеңидин дунйаға көз ачқан дөлитиниң тәқдири үстидә баш қатуруп олтурушқаниди. Әмма башта бу сөһбәт унчилик көңүллук башланмиди. Чүнки Шәрқий Түркистан Ислам Җумһүрийити һөкүмитиниң тәшкили аппаратидики бәзи кишиләрдин Хоҗанийаз һаҗим интайин нарази иди. Болупму әскири қурулминиң ичидә совет иттипақидин қечип кәлгән қирғизлар билән өзбекләрниң болушидин көңли әмин әмәс иди. Шу сәвәбтинму әйтавур, Хоҗанийаз һаҗим сәл тәрини түрүп Сабит дамолламға тәнә арилаш мундақ деди:
‐ Дамоллам силә мени обдан билила. Мән совет иттипақида көп йил турған адәм. Совет иттипақидики нурғун вәтән вә милләт сөйәр зийалилар билән көп қетим һәм сөһбәттә болуп, Оттура Асийа хәлқлириниң әһваллиридин хели обдан хәвәрдар болған вә өз көзүм билән уларниң сийасий вә иҗтимаъий турмушини көзәткәнмән. Мәйли Қазақистан болсун, мәйли Қирғизистан, мәйли Өзбекистан һәтта Москваниң әһвалидинму хәвәрдармән. Мән у йәрләрдики хәлқниң турмуш әһваллирини өз көзүм билән көргән вә бизниң көргән күнимизгә селиштуруп зади немә қилиш керәклики вә қандақ қилиш лазимлиқи үстидә көп ойланған бирси мән. Һәм қоламға қорал елип, үч қетим инқилабқа қатнашқан мән. Шуңа бу қирғиз вә өзбек дегәнләр немини ойлап бизниң инқилабимизға қетилғанлиқи маңа бәш қолдәк айан. Заһирән улар биз билән бир сәптә турғандәк көрүнсиму, әмәлийәттә пәқәт өзлириниң мәмпәъити үчүнла қоллириға қорал елип бизгә қетилған. Улар совет болшивеклиридин қечип, җанлирини қолтуқиға қисип биз тәрәпкә кәлгән қачқунлар. Шуңа улар һәр вақит бизниң инқилабимизниң йөнилишини өзлириниң һайатлирини капаләткә игә қилиш тәрипигә бурайду. Бизниң немә ойлаватқанлиқимиз уларниң ухлап чүшигиму кирмәйду.
Әгәр өз мәнпәъити сәл зийанға учрап, өз һайати хәвп астида қалидиған иш садир болидиған әһвал астида дәрһал бизгә асилиқ қилиду. Шуңа теги намәлум бу кишиләргә зийадә илтипат көрситиш анчә мувапиқ әмәс дәп қараймән. Буларниң арисида бир қолида от, бир қолида тутруқ көтүрүп йүрүйдиған қара нийәтләрни йоқ дәп, ким ейталайду. Бундақла аҗайип ойунбаз келиду, қилидиған һилә – нәйрәңлириниң чеки йоқ. Уларниң бу йаман нийити пүтүн әлни вәйран қилишқа йетиду. Бу ишниң маһийитиниң бир тәрипи. Йәнә буниңдинму йаман тәрипи шуки, уларни өзимизниң инқилаб қошуни ичигә әкирип совет иттипақиға қарши бирлик сәп түзгәндәк бир көрүнүшни һасил қилдуқ. Советниң дүшминини биз қойнимизға алдуқ. Бу әһвал худди тарихта Или Султанлиқиниң 1871 – йиллиридики паҗиъәлик йимирилишини бизгә әслитиду. Әйни заманда Ғулҗиға Чар Русийә әскәрлиридин җанлирини елип қачқан қазақларниң Албат вә Тазибәк қатарлиқ қәбилә башлиқлири нәччә миң қазақни башлап, Әлахан султандин паналиқ тиләп, Илиға кәлгән. Шу чағда Әлахан султан өзиниң сәлтәнитиниң тәһдит астида қилишиға қаримай, буларни өз қойниға алған.
Әлахан султан: «бу қазақлар бизниң һәм миллий һәм диний қериндашлиримиз болиду. Уларниң башлириға кәлгән бала – қаза бизниң бешимизға кәлгән бала – қазаға охшаш» дәп, ойлиған. У қазақларға Илиниң әң есил йайлақлиридин бири болған Күнәс йайлиқидин орун берип, уларниң тирикчилики үчүн нурғун чарвиларни һәдийә қилип бәргән. Бу чағда чарпадишаһниң губернатори Әлахан султанға әлчи әвәтип, у қазақ пуқралирини қайтуруп беришини тәләп қилған. Лекин Әлахан султан қәтъийлик билән рәт қилип, уларниң һайатини қутқузуш үчүн өзиниң дөлитиниң тәқдирини доға тиккән. Буниң билән дәрғәзәпкә кәлгән чарпадишаһиниң губернатори илиға зор қошун билән бастуруп кәлгән вә икки тәрәп оттурисида қанлиқ уруш болған. Бу уруш нәччә ай давам қилған. Ғулҗа хәлқи бу урушта қирилип тугәп кәткичә қан кичип җәң қилған вә ахири паҗиъәлик мәғлуп болған. Әйни чағдики җәңдә шеһитларниң әзиз тәнлиридин аққан қанлар Ғулҗа шәһиридә ериқ – ериқ болуп аққан, җәң мәйданидики атниң туйақлири қанға челишип кәткән. Демәк өз қеридишимиз дәп, қариған ашу нәччә миң қазақниң җанлири үчүн йүзмиңлиған уйғур баһадирлири қирилип, шеһит болған.
1871 – Йили 7 – айниң 21 – күни руслар или султанлиқини тәлтөкүс мәғлуп қилип, Әлахан султанни әсир елип, өз тәрипигә елип кетип йоған бир қорғанға нәзәрбәнд қилип қойған. Бу йәр кейин тарихта «султан қурған» дәп, атилип қалған. Шундин кейин или хәлқи русларниң мустәмликиси астида йашиған вә аридин он йил өткәндин кейин руслар манҗулар билән «или шәрнамиси»ни түзүп, Илини манҗуларниң мустәмликисигә тутуп бәргән. Шундин буйан биз хәқ хитайларниң мустәмликисидин қутулалмай кәлдуқ. Демәк биз шунчилик вападар, ақ көңүл милләт икәнмизки, өзимизни ойлимай ашу қазақларни дәп, бир сәлтәнәтлик Или султанлиқидин айрилип қалдуқ вә ахири келип мушу хитай ломодиларниң мустәмликисигә айландуқ. Биз сийасәт қилишта һәр даъим «үммәтчилик», «түркчилик» қилимиз дәп олтурмай, гези кәлсә «уйғуристан» чи болишимиз вә өзимизниң мәнпәъитини ойлишимиз лазим. Биз әмди бәш йүз йилдин ошуқ сәлтәнәт сургән османийла императорлуқидәк сийасәт қилишни өгәнсәк болғидәк. Кәчкичә қериндаш, диндаш дәп олтуруп, өз дөлитимизни хәтәргә итип, хәқни дәп дүшмәнгә қул болғичә, вақти кәлгәндә дөләтниң мәнпәъити үчүн барлиқимиздин ваз кечишни, аччиқ бәдәл төләшни өгәнсәк болиду.
Әйни заманда османийлар императорлуқидики шаһзадиләрниң шаһлиқ сәлтәнитини талишип, ички уруш чиқирип дөләтниң мәнпәъитини зийанға үчритиштин сақлиниш үчүн, дөләтниң сәйхул исламлири «қериндаш қатиллиқи җаъиздур» дәп, пәтива бәргән икән. Биз болсақ бирәр миң адәмни дәп, бир пүтүн ханлиқни мунқәрз қилишқа йол ачтуқ вә нәччә йүз миң қериндашлиримизниң өлүшигә, йурт – маканлиридин айрилип йақа – йуртларға көч болушиға сәвәбчи болдуқ. Биз әмди тарихтин савақ елишни билишимиз лазим, тарихтики хаталиқларниң йәнә тәкрарлинишиға йол қоймаслиқимиз керәк. Шуңа биз бүгүнки күнгә келип қолимизға қорал елип, он миңлиған шеһитлар бәдилигә йәнә бир дөләтни қуруп, у дөләтниң қойниға уйақтин қачқан бандитларни алсақ, советләр иттипақидәк дунйадики қудрәтлик сотсийалистик дөләтниң чишиға тәгкән болмамдуқ?
Миң бир җапада қурған бу дөләт төт күнгә бармай шулар тәрипидин бурунқидәкла мунқәрз болидиғанлиқи ениқ көрүнүп турмамду! Чүнки, улар һазир бәк күчлүк, мән уларниң күчлүк, қудрәтликини өз көзүм билән көрдүм. Биз пәқәт ашу советләр иттипақиға тайанғандила андин әң болмиғанда ғәрбий түркистандики ашу хәлқләрдәк өз миллитимизниң риспупликиси болған «уйғуристан»ни қуруп чиқалаймиз вә һазирқи һалимиздин миң мәртивә йахши йашаш пүрситигә игә болимиз. Андин вақти кәлгәндә ғәрбий түркистандики қериндашлиримиз немә болса бизгиму шу болар, қалғини Аллаһ Кәрим! Мәңгү давам қилидиған бир императорлуқ җаһанда йоқ. Мән – мән дегән османийлар императорлуқиму, чаррусийәму ғулап чүштиғу. Биз биздин икки маңдам неридики шунчилик қудрәтлик қошнимизниң чишиға тигип нәдики атам – анам көрмигән нәччә тағ, нәччә деңиз йирақлиқтики хәқтин үмид куткинимиз билән, вақти кәлгәндә улар шунчә йирақ йәрдин йардәм қолини сунуп болғучә, советләр иттипақи бизниң көкимизни көккә соруп болиду. Шуңа мениң дәйдиғиним советниң чишиға тәгмәйдиған шәрт астида бир иш қилишимиз вә пәқәтла өзимизниң йурт вә миллитиниң истиқбалини ойлап йол елишимиз лазим, вәссәлам.
Хоҗанийаз һаҗим бу сөзләрни ейтиватқанда униң өлчәмлик йағақ сөңики үстидики қиро басқан сақаллири титрәп кәтти. Униң чоңқур көз увисиға җайлашқан өткүр көзлиригә ташлинип турған өскиләң қашлириму бир йуқириға, бир төвәнгә һәрикәт қилип, қаш сөңикидин һелила учуп кетидиғандәк көрүнүп, униң қаридиған йүзини шунчилик сүрлүк қиливәткән иди. У сөзини түгитипла алдиға қойулған ширәдин йирақлишип, арқисидики тамға кәң кәлгән ғолини тирәп, сол путини узун созуп, игилгән оң путиниң тизиға тола оқ итип чарчиған икки қолиниң он бармиқини өзъара гирәләштүрүп қойуп олтурди. У һәқиқәтән чарчиғандәк қилатти. Униң күрәшкә толған бу һайати, җәң мәйданлирида қурбан болған шеһитларниң қанлирини биргә елип кетиватқан тағ сулиридәк, шарқирап еқип кетивататти. У мушәққәтлик бу һайат йоллирида нәччә қетим өлүп нәччә қетим тирилгәниди вә бу һайат униң алдиға қандақ қийинчилиқларни чиқарған болса, шундақ амалларни қилип бу күнгә улашқан иди.
Сабит дамоллам болса Хоҗанийаз һаҗимниң олтурушуп кәткән икки қара көзиниң йанлиридики чоңқур қоруқларниң униң қилған гәплиригә әгишип тәң тохтимай мидирашлириға қарап, униң һәқиқәтән арисалдилиқ ичидә чарисиз қалғанлиқини байқиди. Бәзи инсанларниң узун бир вақитларғичә қандақ бирси икәнликини биләлмәйсиз. Әмма Хоҗанийаз һаҗим ундақ кишиләрдин әмәс иди. Униң ичидә ойлиғанлири дәрһалла ташқи қийапитидики өзгиришләр арқилиқ билинип қалатти. Бундақ кишиләр ичидә аччиқлансун йаки хошал болсун һәммиси ичи билән тәң ташқи қийапитидиму ипадилинәтти, аччиқи вә хошаллиқини йошуралмайтти. Мана бу уйғур миллитиниң типик писхик харәктирлириниң дәл өзи иди. Бундақ адәмләр әқил җәһәттин бәттәррәк кишилик адимилик җәһәттә йетишкән болиду. Бу һалларни толуқ чүшинидиған әқилдан Сабит дамоллам сөһбәт җәрйанида немә мәсилә тоғрисида сөзлишиватқанлиқидин бәкрәк ким билән сөзлишиватқанлиқини нәзәргә алғачқа, бәк көп гәп қилип Хоҗанийаз һаҗимни тириктүрүп қоймаслиқ үчүн, сөзиниң бешини қуръан кәримниң ибраһим сүрәсидики 11 – вә 12 – айәтлири билән башлиди:
‐ «Пәйғәмбәрләр уларға: «биз пәқәт силәргә охшаш инсанмиз, лекин Аллаһ бәндилиридин халиған кишиләргә йахшилиқ қилиду, Аллаһниң ирадисисиз силәргә һечқандақ пакит көрситәлмәймиз. Мөминләр Ааллаһқила тәвәккүл қилсун. Аллаһ бизни меңишқа тегишлик йолимизға йетәклигән турса, биз немишқа Аллаһқа тәвәккул қилмаймиз? Силәр бизгә йәткүзгән әзийәтләргә әлвәттә сәвр қилимиз, тәвәккүл қилғучилар пәқәт Аллаһқила тәвәккүл қилсун» деди».
Сабит дамолам айәтләрни наһайити муңлуқ, тәҗвитлик қилип оқуған иди. Улуғ Қуръан Кәримниң бу икки айитидин илһам алған Хоҗанийаз һаҗим өзиниң олтурушини қопал һәрикәтлири билән түзәштүрүп, бойнини сәл алдиға егип Сабит дамолламниң төвән аваз билән вәзинлик қилған сөзлиригә қулақ салди. Сабит дамоллам һәқиқәт билән йуғурулған сөз тулпарини чаптуруп, Хоҗанийаз һаҗимниң роһиға өз сөзиниң тәсирини көрситиш үчүн, сөзини давам қилмақта иди.
‐ Һаҗим силә бу мубарәк Шәрқий Түркитан Ислам Җумһурйитиниң дөләт атиси болидила. Өзлири ат үстидә қилич ойнитип, җәңгаһларда қан кечип нәччилигән инқилабқа қатнашқан ғази, хәлқимизниң башпанаһи, йол башчи. Һазир Қәшқәр хәлқи наһайитиму қийин әһвалда қалди. Улар бу қараңғу зулмәтлик кичиләрдин тезрәк қутулуши үчүн, үстидә йоруқ бир қуйашниң парлишиға толиму тәшна иди. Силә дәл мушу тәшналиқ пәйттә бу мубарәк земинға парлиған қуйаштәк пәйда болуп, биздәк на үмид ичидә немә қиларини билмәй тиңирқап қалған қәдинас достлирини аләмчә бәхтийар қиливәттилә. Хәлқимизниң силидин кутидиған үмидлири бәкму зор. Шуңа бәкму чоңқур ойлап олтурмай, улуғ Аллаһ игәмгә тәвәккул қилип, Қәшқәргә дәрһал йүрүш қилишлирини төвәнчилик билән силидин сораймән. Қалған ишларни Қәшқәргә киргәндин кейин йәнә өзъара һәм пикирдә болуп, бир қарарға кәлсәкмикин дәп ойлаймән.
Хоҗанийаз һаҗим Сабит дамолламниң һәм қисқа һәм мәзмунлуқ қилған сөзлирини аңлап сәл бошиғаниди. Сабит дамоллам унчилик зорлимисиму өзиниң Қәшқәргә йүрүш қилидиғанлиқи тәбиъий бир әһвал иди. Бирақ, униң әс хийали арқисидин из бесип келиватқан туңганларға тақабил туруш үчүн қандақ қилип совет иттипақидин қорал сетивелишта иди. Әмди өзини от билән суниң арисида қалған бирсидәк һес қилип қалғаниди. Шуңа у өзиниң тәрсалиқини көрситип йәнә мундақ деди:
‐ Дамоллам силә дегәндәк улуғ Аллаһқа тәвәккүл қилип кәлгән җайимиз мушу. Бу күнләргиму йуз миң қәтрә шүкри. Қәшқәргә киришниғу киримиз. Әмма киргәндин кейин ақивәтниң қандақ болидиғанлиқиниму сәл ойлашмисақ болмайду. Чүнки Ма Җуңйиңдин ибарәт бир тәлвә өз қошуни билән удул Қәшқәргә қарап келиватиду. Әң муһим мәсилә бу зор күчни Қәшқәрниң ичигә киргизмәй туруп йоқитишта. Шуңа пүтүн күчимиз билән бирлик сәп түзүп, униң алдини тосуш бәкму муһим. Нөвәттә биз қәшқәрниң ичи һәм тешидики дүшмәнгә тәң дуч келиватимиз. Шуңа күчни иккигә бөлуп җәң қилишимизға тоғра келиватиду. Бундақ бир қийин шараъитта һөкүмәт бирликкә, итизамчанлиққа моһтаҗ. Һазир һөкүмәтниң ичидә гәп қилидиғанлар көп болғини билән уни аңлайдиған адәм йоқ. Қилидиған иш көп болғини билән иш қилидиған адәм йоқ, чиқарған қанунлар көп болғини билән униңға итаъәт қилидиғанлар вә иҗра қилидиғанлар йоқ, «йениңда биз бар» дәп, қойғини билән йолға чиққанда йанда адәм йоқ. Йолни маңғандәк қилған билән алға бесиватқан адәм йоқ. Йеғип ейтсам «хәқ уссиғанда булақ идуқ, биз уссиғанда дәрйа қуруқ» дегәндәк иш болуп қалмисун дәймән.
Хоҗанийаз һаҗимниң сөзи үзүлә үзүлмәйла Сабит дамоллам дәрһал парасәт билән сөз алди:
‐ «Айрилиқта зилвәт, бирликтә нүсрәт бардур» дегән, һекмәтлик сөзни бизниң кишилиримизниң һәммиси билсиму, силә ейтқандәк әмәлийәттә йәнила нурғун айримчилиқлар йоқ әмәс бар. Бизниң хәлқимизгә қаритилған узун йиллиқ зулум – ситәм, қуллуқ һайат, йәклиниш вә ерқий қирғинчилиқлар әнә шу хәлқимиздики һәққанийәткә тәлпүнгән, зулмәт қараңғулуқидин адаләтниң йоруқлуқиға интилгән, харлиқтин өлүмни әла билгән кишиләрниң ирадисини техиму тавлап, һиммәтлирини техиму мустәһкәмлиди. Шуниң билән биргә йәнә улар ичидики бәзи пурсәтпәрәс йаман нийәтлик кишиләр бу инқилабтин мәнпәъәтлиниш үчүн һәрхил йолларға баш урушқа башлиди. Һәтта бәзилири ишлиримизға чомақ соқуп, мәвҗут мәсилилиримизниң үстигә йәнә йеңи мәсилиләрни чиқирип, техиму җигиш қиливитип бариду. Шуңа биз йеңишәһәрни алмай туруп бу ишларни һәл қилишқа чарисиз. Шу мунасивәт билән нөвәттә әң җидди мәсилә қәшқәрни дәрһал тәлтөкүс толуқ азат қилиш.
«Арписиз ат қир ашалмас, йардәмчисиз алп сәпни йимирәлмәс» дегәндәк, биз силиниң йардәмлиригә бәкму моһтаҗ. Немә сәвәб билән болса болсун өткүзгән хаталиқлиримизға өкүнүп, көңүллиримизни қаридатмайли. Үмид билән алдимизға қарап йолимизни паклайли. Бу патқақчилиқ йолда өзимизни қанчә патқаққа мөлимәй маңсақ шунчә йахши. Шундақ қилғандила йол қурғанда маңимиз дәп, пурсәтни қолдин берип қойуп, пушайман қилидиған әһвал йүз бәрмәйду. Шуңа мән бу йолда һечкимгә ишәнмигәнчилик қәдәр силигә ишинимән. Силә бу хәлқниң көзини ачтила. Адәм көзини көр қилғанға әмәс, көзини ачқанға әгишип йол алиду.
Тола талаш – тартишни бәк йақтуруп кәтмәйдиған Хоҗанийаз һаҗим әмди өзиниң бу мәсилиләр үстидә көп тохталмайдиғанлиқини ипадиләп, «муһәққәқ қийинчилиқ билән биргә бир асайишчилиқму бардур» дегән, айәтни оқуди. Бу чағда униң сақал басқан йумулақ йүзини балиларға хас болған бир хил тәбәссум чирмап алған иди. Андин өзиниң дәрһал Қәшқәргә йүрүш қилидиғанлиқини билдүрүп, Сабит дамолламни аләмчә хош қиливәтти. Униң бу йәрдә көздә тутиватқан қийинчилиқи Йеңишәһәрни елиш җеңи әмәс, бәлки Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң тәклипини қобул қилип қойуп, совет иттипақи беридиған қорал – йарақларни елишта бир пишкәлчиликниң болуп қилишидин қаттиқ әнсирәп, көңүллири диилғуллуқ ичидә қалған иди. Демисиму бу күнләрдә униң ишлири үчүн бу рәһимсиз реъаллиқ һәр тәрәптин күшәндә боливататти. Ма Җуңйиңниң бандит қошунлири униң барлиқ пиланлирини астин – үстүн қиливәткән болғачқа, у бу мушәққәтлик йолларда йүрүп тән вә роһ җәһәттин наһайити чарчиғанлиқи униң ойчан көзлиридин билинип туратти. Шундақ қилип әтиси бамдан намизидин кейин, Сабит дамоллам Хоҗанийаз һаҗимға Қәшқәрдә кутивалидиғанлиқини ейтип, чирайлиқ хошлишип Қәшқәргә йүрүп кәтти.
«Йол» намлиқ романдин елинди.
© https://www.akademiye.org/ug/?p=165453