Abdumutaali Xelpet—usy-da
Абдумутаали Хәлпәт
XX әсир уйғурлириниң әқлий тарихида чоң роль ойниған шәхсләрниң бири, ШТҖ Һөкүмитиниң (1944 — 1949-жж.) әзаси, Диний ишлар назири хизмитини атқурған «Хәлпәм һәзрәт» яки қисқартилип ейтқанда, «Мутаали хәлпәт» исми билән мәшһур болған Абдумутаали Хәлпәт Камалдур.
ШТҖ тарихи бойичә һазирқи вақитқа қәдәр мәлум болған илмий әмгәкләрдә бу уйғур әрбабиниң исми тилға елинмиған вә уларниң асасида йезилған иккинчи дәриҗилик нәширләрдиму исми аталмиған. Тарихий факт яки һадисиләрниң сүкүт сақлишиниң өзигә хас изаһи бар: кеңәш нәширлиридә Абдумутаали Хәлпәт һәққидә мәлуматларниң йоқлуғи, марксизм идеологияси бойичә динниң җәмийәттики иҗабий роли рәт қилинип, уни адәмләр үчүн «әпийүн», дәп елан қилғанлиғи вә шуниңға бағлиқ диний әрбаплар һәққидә тәрғибатни қоллимиғанлиғи билән чүшәндүрүшкә болиду. Шуңлашқа Абдумутаали Хәлпәтниң һаяти вә иҗадий паалийити кеңәш тарихнамисидиму, коммунист Хитай тарихнамисидиму әвзәллик берилгән мавзу әмәс.
Бу диний вә сәясий әрбапниң паалийити ШТҖ һәққидә йезилған Ғәрип әдәбиятидиму йорутулмиған. Һалбуки, бу әһвал башқа сәвәпләргә бағлиқ орун алған: ШТҖниң тарихи бойичә Ғәрип мутәхәссислири, атап ейтсақ, Линда Бенсон вә Эндрью Форбес хитай мәнбәлири вә инглиз тилидики һөҗҗәтләргә асасланған болуп, уйғур тилидики йәрлик мәнбәләргә қол йәткүзәлмигән еди. Эндрью Форбес ШТҖ министрлириниң тизимида берилгән (Диний ишлар назири «Цзе-ли») вә «Миллий Кеңәшниң» 17 әзасиниң тәркивидики (уларда хит. «А-ли-хай-ли-пай-ти» исми билән берилгән) Мутаали Хәлпәт исмини хитай тилидики «му-та-а-ли-хай-ли-пай-ти» транскрипциясиниң қисимлири екәнлигини тоғра ениқлап оқалмиған. Форбес «Бу йәрдә «Али Хәлипә» исимлиқ бир киши һәққидә ейтиливатиду», дәп тәхмин қилған.
Мәзкүр тәхмин асасида, В.Г. Обухов өзиниң аммибап шәкилдә йезилған «Алтә империя тоқунуши» намлиқ китавида уни «Абдуламут Алихалиф» дәп атайду вә уни Россия тәрипидин илһамландурулуп қозғалған һәрикәткә иштрак қилған Әлихан төрә Шакирхоҗаев вә, немишкиду, 1940-жилларға һечбир алақиси йоқ Сабит Дамоллам билән биллә «мусулман фундаменталистлириниң» қатариға ятқузиду.
Абдумутаали Хәлпәт исми кеңәш дәвридики Қазақстанда уйғур тилида йезилған әдәбиятшунаслиқ бойичә әмгәкләрдә уйғур поэзиясиниң классиги Билал Назимниң шеирий мирасиниң сақлинип қелишиға бағлиқ тилға елинған. Шаир иҗадийитини тәтқиқ қилған қазақстанлиқ әдәбиятшунас Савут Моллавудов өз мақалилирида Шинҗаң вә кеңәш әдәбиятида Билал Назим ғәзәллириниң нәшир қилиниши Абдумутаали Хәлпәтниң беваситә ярдими билән әмәлгә ашурулғанлиғини бирнәччә мәртә тәкитлигән.
Савут Моллавудов 1958-жили Ғулҗиға қилған сәпиридә Абдумутаали Хәлпәт билән учрашқан вә униң өйидики китапханисида сақлиниватқан Билал Назим ғәзәллириниң қолязмиси билән тонушқан. Абдумутаали Хәлпәт шагиртлириниң бири тәрипидин көчирилгән Билал Назим ғәзәллирини икки оқуғучи дәптири көләмидә Алмутиға Савут Моллавудовқа почта арқилиқ әвитип бәргән болуп, кейинирәк алим Қазақстанда Билал Назимниң «Ғәзәлийәт» намлиқ ғәзәлләр топлимини нәшир қилған вә мошу нәшир асасида Мурат Һәмраев уйғур поэзияси классигиниң шеирлирини рус тилиға тәрҗимә қилған. Билал Назим ғәзәллириниң ШУАРда нәшир қилинишиму Абдумутаали Хәлпәт тәрипидин сақланған қолязма асасида әмәлгә ашурулған (1987-ж.) вә мәзкүр нәширдә униң Диний ишлар назири болғанлиғи тоғрилиқ қисқичә тәкитләнгән.
Абдумутаали Хәлпәт һәққидә Қазақстанда бирла мақалә — 1995-жили заманивий уйғур шаири Абдуғопур Қутлуқовниң «Йеңи һаят» гезитида «Хәлпәм һәзрәт» намлиқ мақалиси елан қилинди. ШУАРда чиққан нәширләргә асасланған бу мақалә әрәп йезиғида йоруқ көргән гезитта бесилғанлиғи, оқурмәнлири даирисиниң тар болғанлиғи сәвәвидин, көпчиликниң диққитигә сазавәр болалмиди. Абдумутаали Хәлпәт исмини ШТҖ һөкүмитиниң кативи болған Абдурауп Мәхсум сөһбитидә әскә елип, уни өзи арилашқан «өз дәвриниң бирқатар мубарәк адәмлири» дәп атап кәткән. А. Мәхсум билән сөһбәтләшкән алим Коммунар Талипов Абдумутаали Хәлпәт һәққидә мундақ дәп изаһ бәргән: «Шәрқий Түркстан аһалиси арисида иззәт-һөрмити вә тәсири наһайити күчлүк болған жуқури сәвийәлик диний зат… Шәрқий Түркстан Җумһурийити Вақитлиқ һөкүмитидә диний ишлар назири болған. ХХҖ қурулғандин кейин өлкилик Ислам җәмийитиниң муавин башлиғи, һөкүмәт һозуридики Мәслиһәтчиләр һәйъитиниң әзаси хизмәтлиридә болған» (2010). Униң исмини сәясәтшунас Қәһриман Ғоҗамбәрдиевниң «Уйғурлар» (2008) намлиқ китавидики ШТҖниң һөкүмәт әзалири ройхетидиму тепишқа болиду. Шундақла Әлихан төриниң нәвриси Увәйсхан Шакиров тәрипидин йезилған «Әлихан төрә Соғуний» китавида Абдумутаали Хәлпәт һәққидә бирнәччә мәртә ейтилиду. Муәллип уни бир йәрдә «министр» (назир), йәнә бир йәрдә «баш муфти» дәп атайду. Һалбуки, Қазақстанда уйғур тилида вә Өзбәкстанда өзбәк тилида йоруқ көргән нәширләрдин Абдумутаали Хәлпәт һәққидә елинған мәлуматлар мошуниң билән чәкләнгән.
Абдумутаали Хәлпәтниң һаяти вә иҗадийити һәққидә көп мәлуматлар ШУАРда өлкишунаслиқ тәтқиқат ишлириниң жүргүзүлүшигә бағлиқ йәрлик алимлар вә журналистлар тәрипидин берилгән. Ғулҗа өлкисиниң аһалиси бу тонулған мәрипәтпәрвәр инсан вә диний затни дайим хатирисидә сақлиған. Униң ШТҖ һөкүмитидики хизмити һәққидә хәвири болсиму, амма униң тәпсилатини яхши билмигән. Или өлкисидики мәрипәткә аит барлиқ әмгәкләрдә Абдумутаали Хәлпәт һәққидә Ғулҗида тунҗа қетим, кейинирәк униң һөрмитигә «Таалийә мәктиви» дәп аталған, «йеңи услубда билим беридиған мәктәпләрниң бириниң асасини салған», дегән мәлуматларни тепишқа болиду.
Абдумутаали Хәлпәтниң мәрипәт саһасидики паалийити һәққидә көләмлик мақалә Әдһәм Абдумеҗит тәрипидин йезилип, «Или тарих материаллири» топлимида йоруқ көргән (№11, 2003). Шинҗаң нәширлиридә әкис етилгән Абдумутаали Хәлпәт паалийитиниң йәнә бир муһим йөнилиши, жуқурида ейтип өтүлгинидәк, униң Билал Назим ғәзәллириниң сақлинип қелишиға қошқан төһписидур. Абдумутаали Хәлпәт сақлап қалған қолязмилар асасида Билал Назим ғәзәллири тунҗа қетим Нимшеһит тәрипидин 1947-жили үч вилайәт инқилавиниң вә ШТҖниң мәркизи болған Ғулҗа шәһиридә нәшир қилинған «Альманах» журналида, кейинирәк, йәни 1949-жилниң ахирида «Иттипақ» журналида нәшир қилиниду. Билал Назим ғәзәллириниң сақлинип қелишидики Абдумутаали Хәлпәтниң роли тоғрисидики Муһәмәтхан Камали (Абдумутаали Хәлпәтниң оғли) вә Турсун Зеридинниң һекайилири 1986-жили «Или дәрияси» журналида вә «Молла Билал бин Молла Йүсүп (Назими)» китавида бесилған.
Абдумутаали Хәлпәт һәққидә жуқурида кәлтүрүлгән нәширләрдин елинған вә шундақла мәзкүр қурлар муәллипиниң Ғулҗиға қилған сәпири җәриянида йезивалған мәлуматлири, йеқинда Абдумутаали Хәлпәтниң чоң акиси Абдувәли дамолламниң чәвриси, франциялик уйғур тәтқиқатчиси Муқәддәс Миҗитниң мақалисида өз әксини тапти.
Бәдиий әдәбиятта Абдумутаали Хәлпәтниң реалистик қияпити Зордун Сабирниң «Ана юрт» тарихий романида тәсвирләнгән. Бу йәрдә пәқәт қәһриманниң тәбиити вә хусусийәтлирини баһалайдиған бәдиий тәсвирнила әмәс, шундақла Абдумутаали Хәлпәтниң һаяти, нәсәбнамиси вә тәрҗимиһалиға аит һөҗҗәтләр арқилиқ тәстиқләнгән мәлуматларниму тепиш мүмкин. Шуни тәкитләш керәкки, Зордун Сабир өз романида 1930 — 1940-жилларда яшиған башқиму көплигән уйғур әрбаплириниң әҗайип образлирини яратқан.
Убәйдулла Камал тәрипидин түзүлгән нәсәбнамә мәлуматлири бойичә, Абдумутаали Хәлпәт 1868-жили Или-Қазақ автоном вилайити, Қорғас (хит. Хочэн) наһийәсиниң Қорғасмазар йезисида мусулман өлимаси аилисидә дунияға кәлгән. Бу сәнә, Мәһәммәтҗан Камал вә Турсун Зеридинниң «Ғәзәлият» китавида көрситилгән «1867-жили туғулди» дегән мәлуматидин пәриқлиниду. Абдумутаали Хәлпәт, нәсәбнамә сизиғиға мувапиқ, моғул ханлириниң бири Туғлуқ Төмүрханниң (1329 — 1362/1363-жилларда өмүр сүргән) йеқин сәпдиши болған Абдукерим-ханниң әвлади Камал һаҗи аилисидә туғулған. Буниңға асасән, Камал һаҗиниң келип чиқиши XIV әсиргә улишиду. Уни Абдукеримхан билән бағлаштуридиған нәсәбнамиси төвәндикичә: 1) Абдукеримхан, 2) униң оғли Әңгүш, 3) Әңгүш оғли Ильяр, 4) Ильяр оғли Яқуп, 5) Яқуп оғли Ильяс, 6) Ильяс оғли молла Турди, 7) молла Турди оғли Ибраһим-шәйх, 8) Ибраһим-шәйхниң оғли Исмаил-шәйх, 9) Исмаил-шәйхоғли – Камал-һаҗи.
Мәлум болушичә, Камал-һаҗи Исмайил шәйх аилисидики бәш пәрзәнтниң үчинчиси еди (башқа балилири: оғли – Исрайил-палван, қизлири – Диларамхан, Бүви-Мәстүрәм, Рушхан). Исмайил шәйхниң башқа пәрзәнтлири арисида пәқәт чоң оғли Исрайил-палванниң Мәхпир-һаҗи вә Рози-мәхпул исимлиқ икки оғли болғанлиғи мәлум. Камал һаҗи әҗдатлири вә униң қериндашлириниң ана жути Қорғас, Яркәнт, Ғулҗа, Чулуқай, Сүптай вә Тар тәвәлиридур.
Аиләвий ривайәтләргә қариғанда, Камал һаҗи әҗдатлири бәрпа қилған Ғулҗа шәһиридин анчә жирақ әмәс тағ бағридики мәнзирилик өлкигә орунлашқан Тар йезисиниң турғуни Әзиз-байниң қизи Һәмидә-айимға өйләнгән еди. Ейтип кетиш керәкки, униң көплигән әвлатлири һазирқи вақитқичә мошу йәрдә истиқамәт қилиду. Камал һаҗиниң үч оғли болған: Абдувәли дамоллам (1865 — 1928), Абдумутаaли хәлпәм (Хәлпәм һәзрәт, 1868 — 1960), Абдуләзиз хәлпәм (1871 — 1920). Мәлум болушичә, Камал һаҗиниң барлиқ оғуллири Или өлкисиниң Қорғас кәнтидә туғулған, демәк, 1867 — 1871-жиллири униң аилиси мәзкүр тәвәдә өмүр сүргән. Камал-һаҗи Или уйғурлириниң Манҗур һөкүмранлиғиға қарши миллий-азатлиқ һәрикитигә қатнашқан: у даңлиқ Садир палванниң сәпдиши болуп, 1864-жили манҗур һакимийитиниң ағдурулуп, Или султанлиғиниң қурулушиға иштрак қилған. Камал һаҗи уйғур классик поэзиясиниң ярқин намайәндиси Билал Назим биләнму йеқин мунасивәттә болған.
Мәрипәтчи
Камал һаҗиниң барлиқ оғуллириниң арисида әң тонулғини – оттуранчи оғли Абдумутаали болди (Бухара шәһиридә диний билим алған чоң оғли Абдувәли дамолла аммивий маарип саһасиниң тәрәққиятиға төһпә қошти, кәнҗә оғли Абдуләзиз 50 яшқиму толмай мәзгилсиз вапат болди). Абдумутаалини дадиси кичик чеғидила Ғулҗиниң Ташкөрүк мәһәллисидики молла Һезимахунға оқушқа бәрди. 1880-жиллири уйғурларниң Ғулҗа тәвәсидин Йәттисуға аммивий көчүши пәйтидә Камал һаҗиниң аилиси Ғулҗидин чиқип, Яркәнткә келип орунлашти. Бу йәрдә Абдумутаали дәсләп Колла Или һаҗи исимлиқ шаирниң, кейинирәк даңлиқ шаир Низамдунахунниң қолида оқушини давамлаштурди. Мошу пәйттә Яркәнт шәһиридә татар мечитиниң асасини салғучиларниң бири Абдурахман дамолла йеңи услубда (усули җәдид) билим беридиған мәктәпләрни ечип, балиларни оқутушқа башлиған еди. Абдурахман дамолла униң пәқәт устази болупла қалмай, кейинирәк қизи Зоһрәни униңға ятлиқ қилди.
Абдурахман дамолла 1895-жили Абдумутаалини башқа талиплар билән бирликтә Ғулҗиға елип берип, дәсләп Қазанчи мәһәллисидики Әлабай мечитиға орунлаштуруп, өзи Яркәнткә қайтип кәтти. Абдумутаали 40қа йеқин балини жиғип, уларға диний вә пәний илимлар бойичә дәрис өтүшкә башлиди. Биринчи топ балилириниң емтиһанлириға тәклип қилинған Ғулҗа шәһириниң ақсақаллири уларниң билимидин мәмнун болди: балилар имла, математика, география асаслири бойичә наһайити яхши нәтиҗиләрни намайиш қилған. Шуниңдин кейин шәһәр хәлқиниң көпчилиги пәрзәнтлирини оқутуш үчүн Абдумутаалиниң қолиға тапшурди.
1911-жилқи Шиңхәй инқивалидин кейин, йәни Чиң манҗур империяси ғулап, җумһурийәтлик башқуруш башланғанда, Абдумутаали Камал ачқан мәктәп түгәл заманивий мәктәпкә айланди вә униң асасчиси һөрмитигә «Таалийә мәктиви» дәп аталди. У қурған мәктәптә дәрисләр үчүн Абдумутаали өз өйини вә һойлисини пайдиланған.
1930-жилларниң башлирида Абдумутаали һәҗ сәпиригә барди. Бәзи мәлуматлар бойичә, у Мәккидин 1931-жили, башқа мәлуматлар бойичә, 1934-жили қайтип кәлгән. Абдумутаали Хәлпәтниң 1930-жиллардики паалийити Әдһәм Абдумеҗитниң мақалисида тәпсилий тәсвирләнгән. Һакимийәт бешиға Шең Шисәйниң келиши билән (1933-жили 12-апрель) өлкә Кеңәш Иттипақи тәсири астиға чүшкән еди. Бу, бир тәрәптин, өлкигә сталинизмниң тарилишида, йәни аммивий тәқипләшләрдә вә уйғур вә башқиму йәрлик хәлиқләрниң тәрәққийпәрвәр вәкиллириниң бастурулушида, йәнә бир тәрәптин, әлниң санаәтләштүрүлүшидә вә миллий сәясәтниң кеңәш усулиниң киргүзүлүшидә өз ипадисини тапти. Миллий сәясәткә мувапиқ һалда, өлкилик һөкүмәт миллий маарипни қоллап-қувәтлиди. Абдумутаали Хәлпәт Или вилайитиниң билим бериш бөлүмигә сайланған болуп, униң тәркивидә һәр милләтләрдин 23 ақартқучи шәхс таллавелинған еди. Мәзкүр бөлүм 30 бап қарарнамә ишләп чиққан вә уни җакалиған болуп, у пүткүл Или вилайити бойичә қоллап-қувәтләш вә риваҗландуруш реҗилирини өз ичигә алди. Абдумутаали Хәлпәт Или вилайитиниң Уйғур мәдәний ақартиш уюшмиси Башқармисиниң әзаси болуп сайлиниду. Бу тәшкилат уйғур мәктәплириниң оқуш программилирини түзүш, уйғур тилидики дәрислик вә оқуш қураллирини йезиш һәм нәшир қилиш, Кеңәш Иттипақида уйғур вә өзбәк тиллирида нәшир қилинған дәрисликләрни тәрҗимә қилиш вә уларни тарқитиш ишлириға рәһбәрлик қилған. «Шундақ қилип, бу чағда Абдумутаали Хәлпәт тәрәққийпәрвәрлик тәрәпдари сүпитидә заманивий мәктәпләрниң шәкиллинишигә, заманивий илмий-техникилиқ программиларни оқутуш җәрияниға киргүзүшкә, йеңи мәктәпләрниң қаидилирини түзүш вә паалийитини тәртипкә селиш җәрияниға өз төһписини қошти», дәп язиду Ә.Абдумеҗит.
1934-жили Таалия мәктиви ата-анилар комитетиниң рәиси сүпитидә Абдумутаали Хәлпәт бузуп ташлап, орниға йеңи бена селиш үчүн мәктәпниң мүлкигә өз өйини һойлиси билән өткүзүп бәрди һәм аилиси билән мәлисигә көчүп кәтти. Кона өй орниға һәр жили 800 оқуғучи қобул қилалайдиған икки қәвәтлик бена селинди. П.Бурхановниң мәлуматиға қариғанда, шу чағдики Ғулҗа шәһириниң башлиғи Абубәкри һаҗим-шәнгән бу мәктәпниң қурулушиға һәмкарлиқ билдүргән екән. Кейинирәк Абдумутаали Хәлпәт Һәмрабайдин 40 миң тәңгигә өй сетивалған, бу өйниму мәктәп сүпитидә пайдиланған еди. Буниңдин ташқири, бу мәктәп бенаси һөкүмәт мүлкигә берилгичә, Абдумутаали Хәлпәт һәр жили 50 — 60 оқуғучиниң оқуш пулини өз янчуғидин төлиди (һакимийәткә коммунистларниң келишидин кейин, Таалия мәктиви бенасида 4-башланғуч уйғур мәктиви орунлашқан еди). 1933 — 1943-жиллири Уйғур мәдәнийәт вә маарип тәшкилати Башқармисиниң әзаси болған Нәсриддин дамоллиниң мәлуматиға қариғанда, Абдумутаали Хәлпәтниң шу жилларда билим вә мәдәнийәтни риваҗландуруштики бебаһа төһписи шуниңда болдики, мусулманларниң аһалидин өшрә вә закат үчүн чүшкән киримлириниң 70 пайизи билим еһтияҗлири үчүн, шу җүмлидин муәллимләрниң маашини төләш үчүн пайдилинилатти, 30 пайизи болса, билим бойичә вилайәтлик тәшкилатниң қармиғиға бериләтти. Ғулҗидики көплигән оқуш вә мәдәнийәт мәһкимилири, шу җүмлидин Уйғур-қазақ-қирғиз клуби Абдумутаали Хәлпәтниң тәшәббуси билән хәлиқтин жиғилған хираҗәтләргә селинған. Бу жилларда Абдумутаали Хәлпәт өзиниң муәллимлик паалийитини тохтатмиған еди.
Диний әрбап
Илгири язғучи Зордун Сабир вә йеқинда Франциядә яшайдиған уйғур тәтқиқатчиси Муқәддәс Миҗит тәрипидин топланған Абдумутаали Хәлпәт һәққидики мәлуматлар бойичә, у Ғулҗа өлкисидики Нәқшбәндиййә сопилиғиниң мәшһур лидерлириниң бири болған. Униң исмида болған «Хәлпәт» унвани тәриқәт илмини үгиништә жуқури дәриҗигә еришкән сопи шәйхлиригә бериләтти. Абдумутаали Хәлпәтниң әҗдатлири арисида сопи әрбаплири аз болмиған: униң дадиси, бовиси вә қошқа бовиси Қорғас мазарниң шәйхлири болған (Исмайил шәйх, Исрайил шәйх вә Ибраһим шәйх). Муқәддәс Миҗит тәтқитқатлириға қариғанда, «хәлипә/хәлпә/ хәлпәт» (әрәпчә хәлипә: устаз) вә «һапиз» (әрәпчә әйнән: ядқа билидиған киши) Ғулҗа өлкисиниң сопилиқ иерархиясиниң баш шәхслири болған екән. Һәрбир сопи макани өз хәлиписи вә һапизиға егә болған. ХХ әсирниң бешида Ғулҗида үч сопи макани – Шәһәр ичи, Терәк Мазар һәм Нағричи мәһәллилириниң әтрапида болған. Уларда 23 һапиз болуп, баш хәлипиләр Абдумутаали Хәлпәм, Вапахан Хәлпәм, Җалалдин Мәхсум Хәлпәм, Абузар Хәлпәм, Мерип Хәлпәм еди.
Абдумутаали Хәлпәт Ғулҗа мусулманлири арисида һөрмәтлик диний әрбап сүпитидә абройға бөләнгән еди. Мәлумки, униң қәлимигә уйғур тилидики «Исламдики 106 пәриз» китави мәнсүп. Шуниң билән бирқатарда у туңган диний әрбаби Лорунжаахун билән һәмкарлиқта «Қуръанниң тәпсири» китавини йезип чиқти. Ә.Абдумеҗит униң Һүсәйинбәг Юнусовниң нәшриятида «Риязис салихин», «Әмәлий намаз» (намаз оқушниң тәртиви), «Әбувабул әнбийә» вә «Қәваидул елал» қатарлиқ китапларни нәшир қилғанлиғи һәққидә язиду. Зордун Сабир униң «Тәқвадур илаһ» китавиниму әскә салиду. Бу китапларниң қандақту-бир нусхилири сақлинип қалғанду, амма бу һәқтә һечқандақ мәлумат йоқ.
Ғулҗа өлкисиниң абройлуқ диний лидерлириниң бири болуш сүпитидә Абдумутаали Хәлпәт йәрлик хәлиқләрниң 1944-жилқи қозғилиңи пәйтидә вә 1944-жили 12-ноябрьда ШТҖ җакаланғандин кейин ШТҖ Миллий Армиясиниң һәрбий жүрүшлири вақтида мусулманларни Гоминдаң күчлиригә қарши «ғазават» урушиға сәпәрвәр қилишта өз ролини атқурди. Гоминдаңға қарши күрәшни уюштурушта вә ШТҖни қурушта муһим роль ойниған кеңәш даирилири дәсләптә җумһурийәт һөкүмитиниң мүмкин болған рәиси сүпитидә әйнә шу Абдумутаали Хәлпәтни талиған еди. 1958-жили Абдумутаали Хәлпәт билән учрашқан уйғуршунас, филология пәнлириниң намзити мәрһум Савут Моллавудовниң ейтишичә, Ғулҗидики кеңәш әлчиханисиниң хадимлири қозғилаң һарписида униңға қозғилаңчилар ғалибийәт қазанған тәғдирдә йәрлик һөкүмәтни башқуруш тәкливи билән мураҗиәт қилғинида, у өзиниң йешиниң чоң болуп қалғинини сәвәп қилип, бу лавазимдин баш тартқан һәм өз орниға өзбәк Әлихан төрини тәвсийә қилған екән. Ейтмақчи, Әлихан төрә 1930-жиллардики Кеңәш тәқипләшлиридин қечип, Қарақолдин Ғулҗиға дәсләпки қетим кәлгәндә, әйнә шу Абдумутаали Хәлпәт униңға Ғулҗидики мечитларниң биридә имамлиққа тәвсийә қилған. Шундақ болсиму, ШТҖ һөкүмити тәркивидә бир абройлуқ диний затниң болуши муһим еди, шуңлашқа Абдумутаали Хәлпәткә Диний ишлар назаритиниң назири вәзиписи жүкләнди. «Бу ишта у һөкүмәтниң қанун вә буйруқлирини аһалиға йәткүзүштә, уларни орунлашта, милләтләрни бирләштүрүштә интайин көп ишларни қилди». Бу лавазимдики хизмәтлири үчүн у «Азатлиқ» алтун ордени билән мукапатланди. Диний ишлар назаритиниң кативи вәзиписини йәнә бир диний зат Абдумутаали Хәлпәтниң шагирти Тейипзат Хәлпәт атқурған еди.
Абдумутаали Хәлпәт 1948-жили 1-августта тәстиқләнгән «Шинҗаңда течлиқ вә хәлиқчилиқни һимайә қилиш иттипақиниң» Мәркизий комитетиға әзалиққа сайланди. Бу иттипақни ШТҖниң мустәқил моҗут болуши давам қилған тәғдирдә тәшкилат сүпитидә һөкүмран партиягә айландурушқа болатти. Әхмәтҗан Қасими, Сәйпидин Әзиз, генерал Исһақбәк, Қейимбәк Ғоҗа, Әнвәр Ханбаба, Уйғур Сайрани, Сәйпуллаев, Әсхәт Исһақов, Ибрайим Турди Ғулҗиға вәкиллик қилған бу тәшкилатниң башқиму Бюро әзалиридин болған еди. Җәмийәт бирнәччә тилларда «Иттипақ» журналини нәшир қилди. Уйғур тилида чиққан журнал «Диний мақалилар» намлиқ сәрләвһигә егә болуп, униңда муһим диний мәсилиләр муһакимә қилинатти. Бу җәһәттә мақалиларниң муәллиплири Диний ишлар назаритиниң хадимлири вә мәшһур ғулҗилиқ диний затлар болған. Төвәндә бәзи мақалиларниң намлири кәлтүрүлди: «Ислам дини вә хәлиқчилиқ» (1948-ж., октябрь, №1, 75-83-бб.), Тейипзат Хәлпәтниң «Ислам вә әхлақ» (1948-ж., ноябрь, №2, 102-111-бб.), Тейипзат Хәлпәтниң «Намазниң ахлақиға тәсири вә намаздики һикмәт вә сирлар» (1949-ж., декабрь, №3, 97-106-бб.), «Лайс ан-инсан ал мас’и» (Қилмишлардики бирлик утуққа елип келиду) (1949-ж., февраль, №2 (5), 129-132-бб.), Абдурахман һаҗиниң «Ман ғаиш лайс мина» (һәдистин елинған нам: ким яхшиға яманни қошуп, ялған ейтса, бизниң җамаәдин әмәс) 1949-ж., март, (№3 (6), 88-95-б.). Барлиқ мақалилар ислам етиқатиниң айрим амиллирини муһакимә қилған болуп, уларни дайим өлкиниң сәясий һәқиқәтлири билән бағлаштурған. Жуқурида тилға елинған биринчи мақалә хәлиқчилиқни ислам нуқтәий нәзәридин дәлилләйду. «Лайс ан-инсан ал мас’и» мақалисиниң намәлум муәллипи бирликниң муһимлиғини чүшәндүрүп, Хитай армияси билән болған буниңдин кейинки күрәшни асаслаш үчүн ислам тарихидин дәлил кәлтүриду: «Шуни тәкитләш керәкки, исламниң кәң даиридә тарқилиши өз-өзидин йүз бәрмиди. Униң дава қилиниши үчүн миллионлиған қурванлар кәлтүрүлди» (130-б.). Йәнә бир мақалида Тейипзат Хәлпәт хулуқ-мүҗәзгә тохтилип, шаҗарәт (батурлуқ) охшаш муһим хисләтни тәкитлигән. Бу хисләт ШТҖ армияси Гоминдаң армиясигә қарши һәрбий һәрикәтләргә тәйяр болуш лазим болған вақитта тәләп қилинған еди.
Диний ишлар назарити башқа мәсилиләр билән бирқатарда яш әвлатниң диний билими биләнму шуғулланған еди. Мәлумки, 1945-жили у Бәйтулла мечити йенида мәктәп ачқан болуп, униң тәркивидә оқуғучилар үчүн ятақханиму болған. Мәзкүр мәктәптә Абдумутаали Хәлпәт шәхсән өзи дәрис бәргән. Бу һәқтә шу мәктәптә тәлим алған Аблитип Қари һаҗи һекайә қилиду.
Абдумутаали Хәлпәт 1950-жиллири Или вилайитиниң, андин Шинҗаң-Уйғур Автоном Райониниң (ШУАР) Сәясий Кеңишиниң даимий әзалиғиға сайланди. Йәрлик милләтчиләрни тәнқит қилиш компанияси вақтида у зәрдап чәкти, йешиниң чоңлиғиға қаримай, уни қамап һәм қоюп берип турди. Абдумутаали Хәлпәт 1960-жили 93 йешида вапат болди. У көплигән шагиртларни тәрбийилиди. Уларниң бәзилири 1950 — 1960-жиллири Кеңәш Иттипақиға чиқип кәткән еди. Бу йәрдә диний әрбапниң шагиртлиридин Бишкекниң (Қирғизстан) имами болған Миҗит қарини атап өтүш лазим. 1950-жиллири Абдумутаали Хәлпәт яшларни, өсмүрләрни ислам асаслириға оқутушни давам қилди. Шундақ шагиртлириниң бири – Алмута шәһири Султанқорған мәһәллисиниң сабиқ имами Сабир һаҗи Хәйруллаев болди. Униң һекайә қилишичә, һәрхил йеза вә мәһәллиләрдин болған өсмүрләрниң бир топи Абдумутаали Хәлпәтниң өйидә яшиған екән, амма ислам бойичә дәрисләрни униң җийәни Лутпулла Қари һаҗи бәргән.
Абдумутаали Хәлпәт ақартқучи, диний вә сәясий әрбапла әмәс, бәлки уйғур хәлқиниң әдәбий мирасини сақлиғучи сүпитидиму мәлум. Униң билән тонуш болған көплигән тәтқиқатчилар униң өйидә чоң китапханиниң болғанлиғини, униң сәясий компанияләр вақтида, болупму зор мәдәнийәт инқилавида, уҗуқтурулғанлиғини тәкитләйду. Лекин у һазир мәлум болған уйғур шаири Билал Назимниң лирикилиқ әсәрлирини кейинки әвлатларға сақлап, йәткүзүп берәлиди. Яш вақтида Абдумутаали Хәлпәт Билал Назим билән учрашқан болуп, униң дадиси шаир билән дост болған, көп қетим униң билән сөһбәтләшкән, шәхсән у өзидин униң шеирлирини тиңшиған. Шаир Абдумутаали Хәлпәттә унтулмас тәсират қалдурған еди. Билал Назимниң өлүмидин кейин (у Яркәнттә вапат болған), Абдумутаали Хәлпәт униң әсәрлирини издәш билән шуғулланди. Ахирида у шаирниң «Ғазат дәр мүлки чин», «Назугум» әсәрлириниң қолязмилирини топлиди вә шаирниң «Тәрҗимә-и Билал шаир мәшһур» намлиқ тәрҗимиһалини йезип чиққан. Абдумутаали Хәлпәтниң асасий төһписи шаирниң лирикилиқ шеирлири — ғәзәлләрниң қолязмисини сақлишида болуп, улар Абдумутаали Хәлпәт әвәткән қолязмидин көчирилгән икки дәптәр асасида Савут Моллавудов тәрипидин дәсләпки қетим Алмутида нәшир қилинди.
1987-жили Абдумутаали Хәлпәтниң оғли Мәһәмәтхан Камал вә Турсун Зеридин тәрипидин тәйярланған Билал Назимнииң «Ғәзәлият» китави Үрүмчидә йоруқ көрди. Түзгүчиләрниң ейтишичә, Билал Назим яш вақтида Саһипҗамал исимлиқ бир қизға ашиқ болған екән. Қизниң ата-аниси уни кәмбәғәл шаирға бериштин баш тартип, қизниң райиға қарши уни башқа бир адәмгә турмушқа бәргән. Буниңдин қаттиқ азапланған Билал Назим өз һаятиниң бирнәччә жилини лирикилиқ муһәббәт шеирлирини йезишқа сәрип қилиду вә 27 яшқа кәлгәндә өзиниң ғәзәллирини тамамлап, униң қолязмисини өз мәшуғиға тапшуриду. Саһипҗамалниң вапатидин кейин қолязма униң оғли Һашир Мәхсумгә мирас қалған. 1935-жили Абдумутаали Хәлпәт шундақ бир қолязминиң бар екәнлигидин хәвәр тепип, Һашир Мәхсумгә мураҗиәт қилиду вә қолязмини соға сүпитидә алиду. Амма Һашир Мәхсум вапат болғанда, униң оғли Абдумеҗит мәлум бир вақит Абдумутаалиниң өйидә яшайду. 1940-жили Абдумеҗит Или өлкисигә кетиш қарариға келиду. Абдумутаали Хәлпәт қолязминиң униң қануний мирасхориға қайтуруп беришни дурус көрүп, алдин-ала өз шагирти Тейипзат Хәлпәтни қолязминиң көчәрмә нусхисини ясап беришни өтүниду. Нәқ мана шу қайта көчирилгән нусха Абдумутаали Хәлпәтниң қолида сақланған еди. Униң вапатидин кейин, қолязма Мәһәмәтхан Камалниң қолиға өткән еди. Қолязминиң әсли нусхиси йоқап кетип, Билал Назим иҗадийитиниң бирму тәтқиқатчиси уни башқа көрмигән. Пәқәт Тейипзат Хәлпәт көчәргән қолязма сақлинип қалған. Қолязма 136 ғәзәл, 4 мухаммәс, 3 мусәддәс, 2 мустахзад вә Билал Назимниң қисқа тәрҗимиһалини өз ичигә алиду. Мәһәмәтхан Камал вә Турсун Зеридинниң киришмә мақалиси мундақ сөзләр билән тамамлиниду: «Биз әҗдатларниң қоли билән яритилған мәдәний мирасини топлиған, сақлиған һәм әвлатлириға йәткүзгән өз миллитиниң вәтәнпәрвәри Абдумутаали Хәлпәтни һөрмәт қилимиз вә әсләймиз».
Абдумутаалиниң паалийити һәққидә ейтқанда, униң маһир бағвән екәнлиги һәққидиму ейтип өтүш керәк. У Или дәрияси қирғиғидики мәшһур бағни, шундақла Чулуқай вә Тар (Мазар йезисини бир қисми) йезилиридики бағларни бәрпа қилған еди. У өз шагиртлириға пәқәт билим берипла қоймай, уларни бағвәнчилик һәм гүл өстүрүшкиму үгәткән. Көплигән Ғулҗа бағвәнлириниң униң шагиртлири болғанлиғи мәлумдур. Бу җәһәттә Абдумутаали Хәлпәт өз оқуғучилириға атиларчә мунасивәт қилған, көпчилигигә өз өйидин макан аҗратқан вә һәтта аилә қурушиға ярдәмләшкән.
Хошна Йәттисуниң мәдәний тәрәққияти билән зич бағлинишқан Ғулҗа өлкисиниң мәнивий һаятида чоң роль ойниған Абдумутаали Хәлпәт охшаш мундақ көпқирлиқ шәхсниң тәрҗимиһали мәхсус үгинишкә мунасиптур. Өз вақтида мәшһур қазақстанлиқ язғучи Мәсүмҗан Зулпиқаров у тоғрилиқ әдәбий әсәр йезишни планлиған вә бу һәқтә мақалә муәллипигә шәхсән өзи ейтқан, амма бу планини әмәлгә ашуралмиди. Абдумутаали Хәлпәт образиға хелә көп орунни Зордун Сабир өзиниң «Ана юрт» трилогиясидә аҗритиду. Абдумутаали Хәлпәтниң әвлатлири вә туққанлири һазирқи пәйттә уйғур елидин ташқири Қазақстан, Қирғизстан, Өзбәкстан, Түркия, Австралия, Франция, Англия, Швеция қатарлиқ әлләрдә истиқамәт қиливатиду.
Бу мақалә диний вә сәясий әрбап, өз хәлқиниң мәдәний мирасини сақлиғучиси һәққидә тәрҗимиһал мәлуматлирини системилаштурушниң вә тәһлил қилишниң пәқәт дәсләпки қәдәмлири болуп һесаплиниду.
Абләһәт КАМАЛОВ,
тарих пәнлириниң доктори,
профессор.